Абдулла Розибақиев

Абдулла Розибақиев

 

Мәшһур инқилапчи, дөләт вә җәмийәт әрбаби

 

1917-жилқи октябрь инқилави һарписида шәһәрлик вә Алмута уезлиқ мусулман коммунистлири иттипақини, «Уйғур» яшлар иттипақини, кейинирәк «Қошчи» иттипақини тәшкил қилип, рәһбәрлик қилған. Хәлқимиз тарихида муһим роль атқурған әрбап уйғур маарипи вә мәтбуатиниң тиклинишигә зор һәссә қошқан.

Удул йол

(«Кәмбәғәлләр авази», 1930, 14-май)

Алмутида болидиған уйғур илмий конференциясиниң тарихий һәм әмәлий орни чоң. Бу конференциядә қарилидиған уйғур йезиғиниң имласи, тилимизниң луғәт-аталғу мәсилилири йеңи, чоң һәм еғир мәсилә. Бу мәсилиниң тоғра һәл болуши уйғур әмгәкчилириниң мәдәний-сәясий өсүши йолида, мәдәний күчләр бу мәсилиләрни, асасән, тоғра һәл қилар, дәп, ишинимиз.

Конференциядә қарилидиған мәсилиләрни әмәлий тәкшүрүшни өзлиригә тапшуруп, биз пәқәт конференцияниң түпки йоли тоғрисида умумий пикирлиримизни язмақчи болимиз.

***

Түп мәсилә: «Уйғурлар үчүн бирләшкән әдәбий тил қурулуши мүмкинму, мүмкин әмәсму?» дегән соалға җавап беришта.

Мошу соалға очуқ, тоғра җавап тапмай туруп, башқа мәсилиләрни тоғра йәшмәк, уйғур әдәбиятиниң өсүш йоллирини әмәлий бәлгүлимәк һәддидин артуқ қийин.

Уйғур әдәбияти, мәтбуатиниң өсүш йолини тосуған майда чатақлардин қурулған зәнҗирниң йешинилидиған төңгиси мошу мәсилә. Бу яш уйғур әдәбиятиниң негиз мәсилиси.

Уйғур бирләшкән әдәбий тили – мана удул, кәң һәм оңай йоли, бирләшкән әдәбий тилни яқлимаслиқ яки бирләшкән әдәбий тилға қаршилиқ мошу кәң, удул йолдики көврүктин өтмәй, бу йолдин чиқип, хәтәрлик кәшкиндин өтүмән дәп, аварә болуш билән тәң. Бәхтимизгә қарши, «батур» көшкинчиләр күндин – күнгә кемимәктә. Пролетариат һакимийити шараитида өскән уйғур жутдарчилиғиниң «соқур батурчилиқ»дин оңчулуқ һәм «қуруқ солхайлиқ»лардин қутулуп, марксизм-ленинизм билән йорутулған кәң синипийәт йолиға кириштә шәк йоқ.

Бирләшкән әдәбий тил үчүн күрәш – синипий күрәш

 

Чүнки, коммунист партияси, ишчи синипи мәһкүм милләтләрни (Уйғурстан ипадә) азатлиққа йәткүзимән, дәйду. Чүнки, һәқиқий азатлиққа йетиш мәдәнийәтниң сиртида, йәни мәдәнийәткә егә болмай туруп ,мүмкин әмәс.

Чүнки, бир милләт тил қуралиға егә болмай туруп, мәдәнийәткә йетәлмәйду.

Чүнки, бирләшкән уйғур әдәбий тилигә қаршилиқ әшу тил қуралини парчилаш, мәдәний өсүш йолини қийинлаштуруш дегән сөз.

Конференциядә қарилидиған мәсилиләр қуруқла илмий мәсилиләр болмай, шуниң билән синипий мәсилиләр, дәп санилиш керәк. Илмий-пәнний йолни синипийәт мәнпийитигә бойсундурмақ керәк.

Уйғур әмгәкчилиридин чиққан илмий күчләрни вә уларниң йоллирини бирләштүрүш – оп-очуқ турған синипий йол.

Демәк, киши бешиға бир әдәбий тил қуруш әмәс, бәлки умум бир әдәбий тил йолини издәш вә шу бир әдәбий тил үчүн күрәш – ениқ синипий мәнпийәт йоли екәнлиги шәксиз.

?Таранчи – қәшқәрлиқ бир милләтму

 

Бу соални яңливаштин, 1930-жили қоюш күлкә. Қәшқәрлик, таранчилар арисидики бәзи бир луғәт айримичилиқлирини дәсмийә қилип, булар икки түрлүк милләт, дәп дава қилиш униңдинму артуқ күлкә. Әнди бир милләтниң бир тилидики тәбиий болған мәһәллий пәриқлиригә беқип, нәччә түрлүк «әдәбий тилларни» қурумән дәп, мәйдисигә соқуп көрәңләш – очуқла мәсқәричилик. Әгәр биз рус, өзбәк, қазақ тиллириниң ичидики мәһәллий пәриқләрни тәкшүрүп, уларниң һәр қайсида бирләшкән әдәбий тили барлиғини көз алдимизға кәлтүрсәк, байиқи мәсқирилик яп-ялаңачлиниду. Бу «мәсқәривазлиқтин» қутулуш керәк, бурадәрләр! «Таранчи – қәшқәрлик башқа милләт» дегән сөз илмий йол билән тәкшүрүш нәтиҗисидә чиққан сөз әмәс. Бу – уйғурларға мәнсүп болған тарихий шараитлардин туғулған (очуғирақ ейтқанда, мәдәнийәтсизликтин келип чиққан). Андин тәрәпвазлиқ, шәхсийәтчиликтин, йолсузлуқтин, илмий, синипий йолға зитлиқтин келип чиққан сөз. Бу талаш қанчә балдурирақ йоқалса, биз шунчә илгирирәк атлаймиз.

?Әдәбий тил қайси шевичәккә асаслиниду

 

Шу кәмгичә бу тоғрисидики талашлар түплүк бир нәтиҗә бәрмиди һәм һазранлиқ, түплүк бир нәтиҗә бериду, дәп ейтиш қийин. Мениңчә, мәсилиниң мундақ тилдики шевичәкләрдин бирни елип, «Мошу әдәбий тил болсун»  дәп декрет йоли билән җакалаш илмий йолға сиғмайду, чәк ташлап ойниғандәк болиду. Чүнки, биздә толуқ уйғур тили бир чәттә турсун, айрим бир шевичәкму илмий яқтин тәкшүрүлүп йәткини йоқ.

Мән «Биздә тил – әдәбият мәсилилири» («К.А.», 27-жил) һәм «Йоқсул мәпкүрисини қаймуқтурушқа қарши» («К.А», 28-жил) дегән мақалилиримизда бу тоғрисидики пикирлиримизни язған едим. Бу пикирләр төвәндики сөзләрниң ичидә:

«Бизниң әдәбият вә мәтбуатимиз «Уйғурстанға йеқинлишалмиди, униң ғәзинилиридин пайдилиналмиди…»

«Мундин кейинки вәзипилиримиз шу ғәзиниләргә йеқинлашмақ, пайдиланмақ вә шу йол билән тил вә әдәбиятимизни бейитмақ».

«Пәрғанә, Йәттису, Қәшқәр, Ғулҗа, Турпан қатарлиқ йәрләрдә ятқан хәлиқ әдәбияти вә тил ғәзинилиригә егә болған, әмгәкчиләр жутдарчилиғиға негизләнгән күчлүк уйғур әдәбияти вуҗутқа кәлгүсидур» («К.А», 27-жил).

Бу сөзләрниң мәниси әдәбий тил бир шевичәккә асаслансун, дегән мәнигә тамамән зит. Шуниң билән биллә, бу сөзләр бирләшкән әдәбий тил керәк, дегән йолни қувәтләйду. Профессор Малов өз мақалисида бу пикирни тәкитләйду.

«Пүткүл уйғур әмгәкчилири үчүн бир ортақ әдәбий тил ишләш мүмкин, буниңдин башқа йолму йоқ.» («К.А», 30-жил 18-сан). Уйғур тилини мәхсус тәкшүргән профессор Маловниң бу сөзлиридин кейин бирләшкән әдәбий тилниң дүшмәнлири әнди течлиқ тапар, дәп ишинимиз.

Хаталиқни бойниға елип, өз қоли билән түзәткәндә кәткән хаталиқ үчүн әйипләшкә болмайду. Пәқәт хаталиқни ташлап, тоғра, удул йолға кириш керәк.

?Бирләшкән әдәбий тил қачан қурулиду

 

Конференция бу соалға тоғра җавап бәрсә, илмий күчләргә дурус ориентация бериду, йәни әмәлий һәрикәт йолини тоғра бәлгүләп бериду.

Бир конференцияниң тохтамлири билән әдәбий тил қурулуп қалмайду, әлвәттә. Бу конференция пәқәт әдәбий тилға йетиш йоллиридики чоң чамдам. Сәмәрқәнттә өткән илмий кеңәшму әдәбий тил мәсилисини асасән тоғра йәшти, алдимиздики конференция бу кеңәшминиң йолини күчәйтип, кәңәйтип өтүш керәк. Әдәбий тилимиз рәсмийлишип болғанчә, мундақ көп конференция, кеңәшмиләрни өткүзүшкә тоғра келиду.

Һәрбир йеңи конференция яки тил тәкшүрүш балдурқи тәкшүрүшниң камчилиқлирини тепип түзитип, толтуруп барғуси вә мошу тәртип билән мәлум бир тарихий дәвирниң ичидә уйғур әдәбий тили тәдриҗий сүръәттә рәсмийлишип, балағәткә йәткүсидур.

Бу тарихий дәвирниң мәзгилини қәт»ий бәлгүләш мүмкин әмәс.

Мошу дәвирни мүмкин болғуничә қисқартиш – мана илмий күчләрниң негиз вәзиписи.

«Биздә тил-әдәбият мәсилилири» дегән мақалидә биз:

«Бизниң әдәбий тилимиз ойғиниш дәврини кәчүрип, түзилиш, рәсмийлишишниң башлапқи дәвригә кирди», дәп келип, һелиқи дәвир тоғрисида мундақ мулаһизимизни язған:

«Һазирқи әдәбиятимизниң тили қачан пүткүл Уйғурстандики көпчиликкә тиғиз йеқинлашса, бирла сөзниң мәнисини бәргән нәччә түрлүк истилаһлардин азат болса, қачан қәтъий бәлгүләнгән мәхсус қаидиләрниң ичигә кирсә, шу чағда биз тилимиз рәсмийлишип, түзүлүп болди, дәп ейталаймиз. Бу йолда техи узун заман (бәлки 20–30 жил) ишлимәк лазим».

Һазирқи әдәбиятимизниң тилини («Қутулуш» һәм «Қәмбәғәлләр авази»ниң тиллири) идеаллаштурмақ, йәни балағәткә йәткән әдәбий тилимиз мошу, дәп көрәңлимәк – хәтәрлик йол.

Һазирқи әдәбиятимизниң тилиға тәнқидий көз билән қараш, бу йолда техи нурғун ишләш (бәлки (20 –30 жил) керәк.

Мошу қаидини әстә сақлисақ, удул йол билән кетимиз. Әдәбий тил мәсилисини, умумән әдәбиятимизни «Қақти-соқти»лиқлардин қутулдуримиз.

Тилчилар, язғучилар, шаирлар тоғрисида

Кеңәшләр союзидики уйғур әмгәкчилириниң һазирқи мәдәний – иҗтимаий һалитигә яриша, бир нәччә жил тил тәкшүргүчиләр, язғучилар, шаирлар йетишти. Буларниң хизмити чоң, муһим, булар күндин-күнгә өсүп, камаләткә йетиду, әлвәттә.

Лекин көңүлни қуруқла хуш қилиш йолиға кирмәс керәк. Биздә илмий қурални толуқ қанаәтләнгидәк пайдилинидиған бирму илмий күч йоқ техи, бу сөздин – камаләткә йәткән илмий күч тәйяр болғунчә қарап йетиш керәк, дегән мәна келип чиқмайду, әлвәттә.

Мундақ пикирләр тола хәтәрлик. Һазирқи бар күчлиримизгә ярдәм бериш керәк. Уларни пролетар йолидин тайғузмай, шулар билән илгири атлаш керәк. Өз ара синаш-тәнқит йолини күчәйтиш керәк. Тракторға йетишкичә сапанни ташлап, соқиға йепишмақ лазим. Бизниң пикримизчә, мәдәний күчлиримизниң ичидә хәтәрлик бир йол бар: улар чәтләрдин, бир-биридин савақ елиш, үгиниш қаидисини әстә тутмайду, улар түплигирәк китапқа қаримайду (муталип әтмәйду).

Аз билимни артуруш йолиға убдан йепишмайду, бәзи чағларда аз билгинини көп билгәнгә санап кетиду.

Мән-мәнликму йоқ әмәс. Билимчанлиқ монополиясигә егә болушниң тенденцияму йоқ әмәс. «Мениңла дегиним тоғра, башқиларниң хата», дәп дава қилишқа охшаш. Бу адәтләр – бизниң әдәбиятимизниң илмий күчлиримизниң өзлиригиму чоң зиян кәлтүридиған (бәлки бир мунчә зиян кәлтүргән) камчилиқ.

Биз пәқәт илмий күчлиримизни жиғип, бириктүрүп, һәркимниң тәҗрибисини җәмләп, халислиқ билән тәкшүрәп олтуруп, шәхсий йолға чүшмәй, өз ара тәнқитни күчәйтип олтирипла, илгири маңалаймиз. Һазранлиқ мундин башқа йол йоқ. Конференция бу мәсилини әскә алса аянсиз болмас.

Кеңәшләр союзи, шу җүмлидә Оттура Азия һәм Қазақстанда социализм қурушниң өсүши билән, бу қурулушта уйғур әмгәкчилириниң қатниши күчийиши билән бир қатарлап, уйғур әмгәкчилирини мәдәнийити өсиду, Мәдәний күчлириму күчийиду, Уйғурстанниң хусусийәтлирини тәкшүрүп олтирип, уйғур әмгәкчилириниң һәқиқий мәдәнийитиниң негизи кеңәш топриғида селиниду.

«Мәдәнийәтни бәлгүләйдиған нәрсә һәм мәдәнийәткә егә болушта әң чоң қурал тилдур.

Шуниң үчүн илмий күчләрниң бирләшкән әдәбий тил йолида кәтмән чепиш керәк. Чүнки, бирләшкән әдәбий тил мәдәнийәткә йетиш үчүн әң удул йол. Мошу удул йолға кирип алғанда башқа мәсилиләрни йәшмәк, башқа қийинчилиқлардин қутулмақ тола оңайлишиду. Мошу удул йолға асаслинип туруп, имла һәм аталғу мәсилилирини йәшмәк наһайити йениклишиду.Илмий конференцияниң ишлириға йениклик тиләймиз.

Қизилорда.  2-май, 1930-жил.

(Мәтин өз әйни петичә берилди.)