Воскресенье, 22 декабря, 2024
Уйғурлар

Севәт тоқуш

Уйғурлар әзәлдин мәдәнийәтлик милләтләрниң бири болуш сүпити биләнла, башқа милләтләргә охшаш, қәдимки заманлардин тартип һаят кәчүрүш жәрянида, чарвичилиқ, деһқанчлиқ вә қол һүнәрвәнчилик кәсиплири билән шуғуллинип, яғач, таш, сөңәк вә һәр хил металлардин пайдилинип, түрлик қурал-ярақ, ишләп чиқириш сайманлири вә турмуш буюмлирини ясашни, шундақла хели бурунла һайванларниң жуңи, кәндир, зиғир пахили қатарлиқлардин пайдилинип, рәхт тоқуп кийим қилип кийишни, өсүмлүкләрдин пайдилинип, һәр түрлүк турмуш буюмлирини ясашни үгинип, инсанийәт мәдәнийитигә тегишлик төһпиләрни қошқан. Буниң ичидә уйғурларниң севәт тоқуш һүнири сәнити өзгичә алаһидиликкә егә болуп, қәдимки заманлардин буян, улар жулғун, тал-тоғрақ вә сөгәт қатарлиқ ғоли бир қәдәр әвришим болған дәрәхләрниң чивиқлири (ушшақ ғоллири) дин пайдилинип, һәр хил севәтләрни тоқуп турмушта ишлитип кәлгән. Улар тоқуп, ишлитип келиватқан севәтләрниң түри көп болуп, асаслиқи төвәндиликләрни өз ичигә алиду.

1. Тоғра севәт

Бу хил севәт асаслиқи жулғун чивиқида чоң-кичик қилип тоқулидиған болуп, шәкли тоғрисиға узунчақ, қап оттурисиға сөгәт бадирсидин қилинған яйи шәкиллик бағ бекитилгән болиду. У, чоң-кичик қилип тоқулидиған болуп, от-чөп вә башқа нәрсә-керәкләрни көтүрүп меңишқа әплик келиду, кичиклири өрүк севити дәпму атилиду.

2. Аяғлиқ севәт

Бу хил сивәт асаслиқи жулғун чивиқида юмилақ шәкилдә тоқулидиған болуп, бу асаслиқи һайванларға от-чөп вә йәм-хәшәк (һәләп) бериш қатарлиқ ишларда пайдилинишқа бәкму бап келиду.

3. Қапқақлиқ севәт

Бу хилдики севәт асаслиқи тал-тоғрақ чивиқида, юмилақ шәкилдә, чивин қатарлиқ зияндаш һашаратләр кирәлмигүдәк дәриҗидә қелин тоқулуп, қап оттурисиға һим кәлгүдәк тувақ қилинип, өзиниң өрүшидин тутидиған бағ чиқирилиду. Буни әҗдадлиримиз нан, гөш-яғ қатарлиқ йемәкликләрни сақлашта пайдиланған.

4. Қошуқлуқ севәт

Бу интайин әвришим һәм ушшақ тал-тоғрақ чивиқида тоқулидиған сүпити өзгичә севәт болуп, шәкли юмилақ, һәҗими кичигәрәк, өзиниң өрүшидин бағ чиқирип тоқулиду. Униңдин ата-бовилиримиз тамақ йейиштә пайдилинидиған қошуқ қатарлиқ ашхана сайманлирини сақлашта пайдиланған болғачқа, шуңа у << қошуқлуқ >> севәт дәп атилип кәлгән.

5. Тәвәң

Бу хилдики севет жулғун, тал-тоғрақ, сөгәт қатарлиқ дәрәхләрниң чивиқлиридин тоқулидиған болуп, шәк түз һого чоң легәнгә охшаш тоқулиду. Уни асаслиқи навайлар тонур бешида нан қоюп сақлаш, базарларда қоли яки бешиди көтүрүп йүрүп нан сетиш қатарлиқларда ишлитип кәлгән.

6. Сүкән

Б хилдик севәт бир нәччә тал, узунлиғи 70-80 сантиметра келидиған сөгәт бадрисини өрүш қилип, жулғун яки сөгәт чивиқида асти тарарақ, үсти кәңирәк трапецийә шәклидә тоқулидиған йәнә бир хил севәт болуп, әҗдадлиримиз буни асаслиғи ешәкләргә бир җүптин қилип артип, мевә — чевә қачилап йөткәштә ишлитип кәлгән. Әпсус, бүгүнки күнгә кәлгәндә қатнаш шараитиниң яхшаниши вә мевә-чевә қачилайдиған нәрсиләрниң көпийип кетиши нәтиҗисидә бу хил севәт өз ролини йоқатти.

7. Бадаң севәт

Бу хил севәтму охшашла жулғун чивиқида егизлиги тәхминән биржардин 1.5 метирғичә, асти, үсти чәмбәр шәклидә тоқулидиған болуп, буни әҗдадлиримиз ашлиқларни бихәтәр сақлашта ишлитип кәлгән. Шуңа кониларниң << ашни бадаңдин сораң, ишни кадаңдин (сораң) >> дегән мақалиму шуниңдин қалғанмиш.

8. Хаман севити

Бу дәрәхниң ушшақ чивиқлирида аяғлиқ сивәтниң шәклидә һайванларниң тумшуқи патқудәк қилип тоқулуп, хаман елиш вақтида хаманға қошулған һайванларниң буғдайларни йәп кәтмәслики үчүн тумшуқиға кийдүрүп қоюлидиған бир хил севет болуп, һазир хаман елиш ишлириниң машинилишишиға әгишип бу хил севәтму асасий җәһәттин өз ролини йоқатти.

9. Басмақ севәт

Бу хил севәтниң асти тар, ағзи тәрипи кәң қилип, трапеция шәклидә еһтияжиға қарап, томрақ чивиқларда чоң-кичик қилип тоқулидиған бир хил севәт болуп, еғиз айланмисиниң әтрапиға тоху, кәптәрләрниң беши патқудәк төшүкчиләр қоюлиду. Бу севәтни дүм көмтүрүп, тоху, кәптәр қатарлиқ өй қушлирини беқишта ишлитип кәлгән.

10. Күвүк севәт 

Бу хилдики севәт аяғлиқ севәткә охшаш, кичик һәм пакар, пәтнус шәклидә тоқулидиған болуп, мәхсус кәптәрханиларда кәптәрләрниң ува ясиши үчүн қоюп берилиду.
Униңдин башқа йәнә әҗдадлиримиз дәрәхниң ушшақ ғоллиридин пайдилинип, зәмбил, чойла қатарлиқ нәрсиләрни тоқуп турмушта ишлитип кәлгән болуп, һазир җәмийәт тәрәққиятиға әгишип, бу хил турмуш буюмлиримиз аста-аста унтулмақта.

Амрақ тәрҗимиси …