Муһәммәд Салиһ дамоллам вапатиға

Уйгурский народ понес тяжелую утрату.

В Урумчи умер философ, теолог и ученый Мухаммад Салих Дамоллам. Известный ученный, прежде всего переводом Святая Книги Ислама с арабского на уйгурский язык. Труд мыслителя, является высокохудожественным переводом на уйгурский язык, который был реализован после изучения глубинных основ арабского языка на более 25 лет, а также изданием других философских трудов. Он открыл основы своих учеников и оставил после себя плеяду замечательных ученных. Главной темой его лекций, всегда оставалась тема Родины и боль за угнетенный народ. Он жил с мыслью о народе, всегда был с народом и везде отстаивал интересы народа.

PS Близкие родственники Мухаммада эфенди рассказали, что он умер на 45 день после ареста и заточения в тюрьму на 82 году жизни.

Муһаммәд әпәндимниң, ятқан йери юмшақ, роһи җәннәттә болсун.

***

Uluq alim Damolla Muxammed Salix,

Ejringni unutmas xelqim hem tarix.

Musulman xelqining dana ziyasi,

Her bir sözing dil-yürekning giyasi.

 

Dil ilhami Muhemmed Salix Damolla,

Gülge oralghan ul basqan yollar.

Quran Kerimni terjime qilghan,

Izini basqan shagirtlar tola.

 

Yigirme besh yil menasin yeshken,

Muqeddes solmas marjanni eshken.

Tilep imanni, qilip ibadet,

Minglap taliplar séni egeshken.

 

Yoruq yultuzi éding xelqimning,

Meslihetchisi éding élimning.

Atlap ketsengmu baqi duniyagha,

Öchmes meshili boldung dilimning.

 

Seksen ikkide ötti duniyadin,

Dillar yara, yürek ghemkin bu pajiedin.

Weten üchün, xelqing üchün jéning édi pida,

Ismi öchmes, ejri ölmes, ustaz, elwida…

 

Ela ejringni saqlap yürekte,

Qutluq qebringni oraymiz gülge.

Dana sözliring nur bop porekte,

Ömür-hayating biz üchün ülge.

1.02.18

Ablikim Damolla, Yerkent

***

Муһәммәд Салиһ дамоллам,

«Қуран кәрим» ни әрәпчидин уйғурчиға тәрҗимә қилған.

Мунәввәр диний өлима Муһәммәд Салиһ дамолламниң йеқинда уштумтут қамақта шеһит болғанлиқи хәвири хәлқимизни еғир мусибәткә чөмдүрди.

Муһәммәд Салиһ дамоллам кейинки йилларда өз өйидә нәзәрбәнт астиға елинған болуп, 2017 — йили декабиру қизи Нәзирә Муһәммәт Салиһ вә күйоғли болған атақлиқ шаир Адилҗан Туниязлар билән бирятә аталмиш «йепиқ тәрбийәләш мәркизи» гә қамалған. Муһәммәд Салиһ дамоллам еғир қийин — қистаққа елинип шеһит қилинғанлиқи уруқ-туққанлири тәрипидин җамаәткә ашкара қилинған.

Мөһтәрәм тилшунаш вә тәрҗиман Муһәммәд Салиһ дамоллы һаит вақтид, «қуран кәримниң уйғурчә тәрҗимись» ни тәйарлап, хәлқимизниң тарихтики әң чоң бошлуқини толдуруш билән биргә, «Муһәммәд Әләйһиссаламниң тәрҗимиһали», «Яхшилар бағчись», «Сәһиһулбухари җәвһәрлиря» қатарлиқ муһим исламий әсәрләрни нәшир қилдуруп, хәлқимизниң исламға болған тәшналиқини қандурушта муһим рол ойниған.

Мәрһум Муһәммәд Салиһ дамолламниң ятқан йери җәннәттә болсун! Хәлқимиз үчүн сиңдүргән әҗригә аллаһтин ахирәттә катта инамлар тиләймиз!

 

Иҗтиһатлиқ төһпикар өлима Муһәммәд Салиһ дамоллам 1936 — йили Атуштики тонулған өлима Салиһ дамолла һаҗимниң аилисидә дуняға кәлгән.

 

Муһәммәд Салиһ көп йиллиқ җапалиқ әмгәка қилип, нурғун тиришчанлиқ көрситип ахири мусулманларниң диний дәстури болған «Қуран кәрит» ни әрәб тилидина уйғура тилиға тәләпкә лайиқ рәвиштә тәрҗимә қилип чиққан шундақл «Қуран кәрит» ниң бу тәрҗимә нусхиси Сәуди әрәбистан падишаһи Фәһдиниң тәстиқлиши вә әмри билән падишаһниң қуран бесиш мәтбәсидә бир қанчә йүзмиң парчә бесилип, мунасивәтлик дөләтләргә тарқитилған. У ишлигән «Қуран кәрим» уйғурчә тәрҗимисиниң силавиян йезиқидики нусхиси Москвада нәччә миң нусха бесип тарқитилип, Оттура Асияда яшаватқан уйғурларниң бирдәк алқишиға еришкән.

Муһәммәд Салиһ йәнә һәдис илмидики алтә ишәнчлик, нопузлуқ китабларниң биринчиси болған «Сәһиһулбухари» ни вә «Муһәммәд Әләйһиссаламниң тәрҗимһали» қатарлиқ китабларниму әрәбчидин уйғурчиға тәрҗимә қилип нәшир қилдурған.

Улардин башқа, у язған «қуран кәримниң 29-вә 30-парилириниң тәпсири», ислам етикисиға аит 30 нәччә темини өз ичигә алған «Қуран кәрим вә һәдисләрдин талланма» намлиқ китаб вә оттура һәҗимлик «әрәбчә-уйғурчә луғәт» нәширдин чиқип кәң хәлқ аммисиниң юқири баһасиға еришкән. Болупму алимниң 20 йиллиқ җапалиқ әҗри вә йүрәк қениниң мизи болған чоң һәҗимдики «әрәбчә-уйғурчә чоң луғәт» 2002-йили уйғур хәлқ нәшрияти тәрипидин нәширдин чиқип, бу саһәдики зор бошлуқни толдурди. Йәнә «Дуаниң әһмийти вә хасийәтлик дуалар» намлиқ китабиму нәширдин чиқип тарқитилған.

Муһәммәд Салиһниң тәтқиқати диний темилар биләнла чәклинип қалмастин, йәнә уйғур классик әдәбияти, тарих, тил, маарип саһәлиригиму четилиду. Мухммәд Салиһ йәнә өзи ялғуз вә башқилар билән һәмкарлишиш асасида «җамиуттәварих», «тәварих хәмсә», «ғазат дәр мүлки чин», «иһя улумиддин», «мәктубат», «тәзкирәи әзизан», «сиррулмухлис», «зәпәрнамә», «тәзкирәи» «җәһдулмуқил», «қатарлиқ китабларни тәрҗимә қилип, илми тәтқиқат ишлирини мол материяллар билән тәмин әткән. У йәнә «Түрка тиллар диваниниң муқәддимисини оқуғандин кийин», «улуғ әдиб Тәҗәллиниң әдәбий иҗадийәтлири тоғрисид», «руқәатите нәваий һәққидә», «апақ хоҗа мазиря вә униң тарихий арқа көрүнүши тоғрисид», «мазарпәрәслик вә униң уйғурлардики хусусийәтлири», «қутадғубиликтики удғурмиш образи тоғрисида »,« уйғур дияридики диний маарипи вә униң тарихий өтмүши »,

Муһәммәд Салиһ йәнә уйғур классик әдәбияти тәтқиқати биләнму шуғулланған. «Тәҗдид» намлиқ ғәзәлләр диванини, «Тутнамә» ни, чоң һәҗимлик дастан «Муһәббәтнамә», Һүсәйинхан Тәҗәллиниң вә дадиси Салиһ дамолла һаҗимниң бир қисим шеирлирини нәширгә тәйарлап вә «Булақ» журнилида елан қилған. Муһәммәд Салиһ бир тәрәптин җапалиқ илмий тәтқиқат қилса йәнә-1987 йилдин башлап ислам иниститутини мудири болған.

 

Мәнбә: уйғур академийиси

<< ئۇيغۇر تىلىم گۇرۇپپىسى >> тәйарлиди.