Қарақурум етикидики қәдимий мәдәнийәт изи Лүш қәбристанлиқ харабиси тоғрисида


Абдухалиқ Мәттурсун

Қәдимки қәбрә қурулушлири билән һәм дәпнә буюмлири иптидаи турмуш вә адәт итиқатниң бир парчә әйниги болуп һисаплиниду, бу қәдимий қәбристанлиқтин дәпин қилиниш шәкли интайин ғәлитә болуп, қазғучиларни қаттиқ һәйран қалдурди. Җәсәтләрниң көп қисминиң беши ғәрп пути шәрқ тәрәпкә, пут қоллири йиғилған һаләттә қуюлған. Ләһәтләрниң дәпнә шәкли иллиписсиман болуп, мейт топ дәпнә қилинған бир ләһәткә әң аз болғанда бир адәм көп болғанда туққуз җәсәт күмүлгән адәттикилиригә асасән 4-5 әтрапида җәсәт қуюлған. Һәр бир ләһәттикиләр бир аилә яки бир қәбилә уруғи болуши мумкин, чүнки җәсәтләр қатламлиқ дәпин қилинған болуп бир қәвитигә мейит қуюлса униң үстигә бир қәвәт тупа қуюлған йәнә униң үстигә бир қәвәт мейит күмүп униң үстигә йәнә тупа күмүлгән. Бәзилири бир қәвәт болса бәзилири икки яки үч қәвәт қилип үстиму үсти қуюлған. Әң үсти қәвәт чоң таш билән йепилған. Қәбрә ич айланмиси яхши айниған қуғун тавузлардәк чоңлуқтики ташлар үсти үстиләп тизилип там шәклидә ясилип әң үсти йәнә гүмбәзсиман һаләттә тизилған ташлар арқилиқ йепилған, ундин башқа һәр бир қәбриниң қәбрә алди тәрипигә очақниң колуңи чоңлииғида чәмбәрсиман таш тизилған. Бу қәбриниң алдида уруқ туғқанларниң күҗә көйдүрүш дуа тилавәт қилиш иһтияҗидин билән ясалған болуп әҗдатлиримизниң үч миң йил муқәддәмки дин мәдәнийити, дуня қарашлири, һаят мамат уқумлиридин бишарәт бириду. Қәдимқи заманларда оттура асияда әң кәң тарқалған шаман итиқади вә униңдинму бурунқи түрлүк садда иптидаи итиқадларниң һәммисидә әҗдатларниң роһиға сеғиниш бир хил иптидаи итиқад түсини алған дини паалийәт болуп, «оттура вә мәркизи асия қәдимқи аһалилири һәр йили баһар, яз пәсли арисида ғарларға берип, қурбанлиқ вә зиярәт қилип ата ана әрваһлириға сеғиниш паалийәтлирини елип барған» (абдушүкүр муһәммәтимин «уйғур пәлсәпә тарихи»). Шаманизим итиқади йәр йүзи инсанийәтниң паалийәт макани, асман болса тәңриләр вә яхши роһларниң дәргаһи, йәр асти зулмәт, җин алвасти вә яман роһларниң макани дегән аләм чүшәнчилирини өз идилогийисиниң асаси қилидиған болуп, өлгәнләрниң әрваһлириниму яхшилиқ вә сахавәт макани болған асманларда дәп тәсәвврур қилған вә уларға сеғинип оттин ибарәт бүйүклүккә, көккә тәлпүнидиған улуғ мәвҗутлуқни қәбрә бешида һазирлаш арқилиқ яхши тиләк, арзу сеғинчлирини от учқуни арқилиқ әҗдатлар роһиға әвәткән, бу қәбрә алдида түрлүк дини паалийәтләрни өткүзгән. Лүш қәбристанлиқ харабисидики һәр бир қәбриниң алдиға ясалған бу исриқ учақлириму әнә шу дини тилавәт иһтияҗидин ясалған болуп, шаманизимлиқ итиқадидики қәдимки әҗдатларниң мәниви дунясиниң заһирән ипадисидур.

Дәвр чақи йеңи әсир вә йеңи ираниң бусуғисидин әмдила атлиған пәйтләрдә Қарақурум тағлири арисида ғайәт зор вә сирлиқ мәдәнийәт байлиқлирини юшуруп ятқан Керийә дәрясиниң юқири еқинидики Лүш қәдимий қәбристанлиғи тарихниң үч миң йиллиқ чаң тузанлирини қеқиветип йип йеңи қияпәт билән кишиләрниң көз алдида намаян болди. Бу қәдимий қәбристанлиқниң туюқсиз байқилиши вә қезилиши ахелогийә илмини йирақ қәдимий замандики инсанларниң турмуш вә мәдәнийити һәққидә зор түркүмдики биринчи қол матирияллири билән тәминләп бириш билән биргә Қарақурум етәклиридики қәдимий һаятлиқ изи вә улар яратқан йүксәк мәдәнийәт уларни қаттиқ һәйрәттә қалдурди. Қәдимий қәбристанлиқтин байқалған һәмдәпнә буюмлири бәргән учурлардин буниңдин үч ира муқәддәм бу җайларниң йүксәк дәриҗидики мәдәнийәт дәврини баштин кәчүргәнлиги билишкә болсиму әмма һечқандәк бир тарих мәнбәләрдә икки еқин қушилидиған бу җайда бирәр мәдәнийәт изиниң барлиғи һәққидә мәлумат қалдурулмиған. 19-әсирниң ахири вә 20-әсирниң башлиридики пүтүн дуня характирлиқ Тарим мәдәнийтигә болған қизиқиш вә икиспидитсийә қизғинлиғи дәвридиму Керийә дәрясиниң юқири еқинида илми тәкшүрүш вә икиспидитсийә паалийәтлиридә болған әнгилийиниң һәрбийликтин чикингән капитан дәриҗилик әмәлдари Дийиш (1897-йили Керийә дәрясиниң юқири еқинини тәкшүргән), әнгилийилик Росбий билән фирансийәлик Унишини бирләшмә тәкшүрүш әтирити (1903-йили Керийә арқилиқ Қарақурум тағлирини тәкшүргән), әнгилийилик Брос билән Риад (1905 -йили Керийә дәря вадисида илми тәкшүрүш елип барған), япунийә Дагу икиспидитсийә әтритидики Тачибана Зучию (җуруйчав) (1908-йили Керийә тағлиқ раюнлири арисида тәкшүрүш елип барған) вә российилик Пирживалиский (1884-йили тәкшүрүш елип барған) қатарлиқларму бу җайда тарихтин бурунқи мәдәнийәтниң излири сақлинип қалғанлиғини байқиған әмәс. Пәқәт буниңдин он миң бурунқи дәвргә тәәллуқ дәп қаралған «баш кәңсулақ таш қурал изи» (Керийә дәрясиниң юқири еқинида), Санҗу қия таш сизмилири (Гума наһийисидә) қатарлиқлар Қарақурум вадилиридики әң қәдимқи инсаний паалийәтләрниң изи иди. Әмма булар сестимилашқан қәдимқи мәдәнийәттин әмәс бәлки иптидаи инсанийәтниң һаятлиқ паалийәт изидинла дерәк бирәтти. Керийә дәря вадисиниң юқири еқинлирида бу қәдимий қәбристанлиқларниң байқилиши Керийә дәрясиниң түвән еқинлирида шанлиқ мәдәнийәтләрни яритип, қум буран учуп йүридиған Тәклимакан қумлуғиниң йүригидә «юмилаққум қәдиимй шәһәр харабиси», «марҗанлиқ қәдимий шәһәр харабиси», « қарадөң қәдимий шәһәр харабиси »,« дәндан өйлүк қәдими харабиси »… Қатарлиқ мәдәнийәт излирини қалдурған әҗдатларниң кийин дәря вә еқин қоғлишип тәдириҗи җәнупқа сүрүлүп бүгүнки бостанлиқ каридурлирини әһя қилип өз мәвҗутлиғини бүгүнгә улаштин бурун паалийәт елип барған макани вә улар яратқан әң дәсләпки мәдәнийәтлири һәққидә бизни архелогийилик мәлуматлар билән тәмин итиду.

Лүш қәдимий қәбристанлиғи Керийә наһийисиниң җәнубидики Атчан тағлиқ йезисиниң Лүш кәнтидики Арқаулақ дегән җайға җайлашқан. Деңиз йүзидин 2850 метр игиз, Керийә наһийә базириға 120 километр килиду. Лүш тағлиқ кәнти Қарақурум етәклиридики бир тәбии кәнт болуп, Тәклимакан қумлуғиға чуңқурлап киргән Керийә бостанлиғини һаятлиқ сүйи билән тәминләп киливатқан Керийә дәрясиниң ғол еқининиму мушу кәнттин «улуғ дәря» намида еқип үтүп юқири түвән еқинда башқа тармақ дәря еқинларни өзигә қушивалғандин кийин Хотән вилайити буйичә үчинчи чоң дәря болған Керийә дәрясини тәшкил қилип шималға қарап ақиду. Улуғ дәря Қарақурум тағлириниң қарлиқ чуққулири арисидин еқип килип Лүш бустанлиғиниң ғәрби тәрипигә кәлгәндә шәрқ тәрәптин килип Лүш бостанлиғи уттуридин кисип үтидиған Лүш дәряси билән қушилиду. Бу җайда йәнә улуғ дәряниң қарши қасниғидики Үгийәк мәһәллисигә өтидиған һәмдә тағ юлини туташтуруп туридиған чоң көврүк, униң йенида ташлинип қалған асма көврүк бар, Лүш қәдими мазар харабиси мана мушу икки дәря қушилидиған йерим аралсиман дуқмуштики дөңлүккә җайлашқан. Лүш қәдими мазар харабиси җайлашқан йешил дөңлүк үсти әсли васкитбол мәйданидин чоңрақ бир тәкшилик болуп, бу дөңлүкниң үстидә кишиләр даим хаман итидигән, кийинчә бу дөң вә униң әтраплирида лай еқитип йәр өзләштүрүпту. Шуниң билән бу кәнтниң Гүталғу мәһәллисидә олтурушлуқ Қурбан Давут түнҗи болуп бу йәрдин куза тепивапту, башқиларму куза вә башқа қәдимий буюмларни тепивалидиған булупту, қәдимий қәбрә һәққидики параңлар кәң тарқалғандин кийин, бир қисим байлиқ издигүчиләрму бу қәдимий қәбрини оғрилиқчә қазидиған болупту. 2002-йили 6-7-айларда җуңгу иҗтимаи пәнләр акадимисиниң бир гүруппа тәтқиқатчилири йирақ қәдимий замандики қаштеши юлини буйлап тәкшүрүп тәтқиқ қилиш сәпиридә Қарақурум тағлириға ичкирләп кирип Лүш бостанлиғини Қарақурумға чоңқурлап кириштики рабат қилған бу җәрянда бу гуруппидики тәтқиқатчилар йәрликләрниң мәлуматиға асасән қәдимий қәбристанлиқни дәсләпки қәдәмдә илмий тәкшүргән. 2003 йили 7-айда җуңгу иҗтимаи пәнләр акадимийиси архелогийә тәтқиқат орни шинҗаң тармақ әтритиниң башлиғи доктур Ву Шиңхуа башчилиғидики төт нәпәр архилогийә хадими бу җайдики туққуз урундики қәбрини қезип, байқиған баш сүңәкни карбун 14 тәҗирибисидә өлчәш арқилиқ буниңдин 3000 йил бурунқи қәбрә икәнлигини бикитти. 2005-йили 7-айниң 10-күнидин 8-айниң 1-күнигичә җуңгу иҗтимаи пәнләр акадимийиси архилогийә тәтқиқат орни, Хотән вилайәтлик мәдәнийәт ядикарлиқларни башқуруш орни вә Әнхуй өлкиси Миңчиң наһийилик мәдәнийәт ядикарлиқлири идариси қатарлиқ урунлар бирлишип туққуз нәпәр архелогдин тәшкиллинип 3-қетим бу қәдимий қәбристанлиқни техиму кәң күләмлик қезиш елип барди. Бу қетимқи қезишта бу тәхминән үч миң йиллиқ тарихқа игә болған бу сирлиқ қәбристанлиқни узунлиғи 130 метр; Кәңлиги 30 метр; Чоңқурлиғи 10 метр әтрапида 60 тин артуқ гүрлүкни қезиш арқилиқ Қарақурум итигидики бу қәдимий қәбристанлиқни инсанийәтниң көзалдида тулуқ намайән қилди Шу вақитта шинхуа агинтлиғи тәрипидин «сирлиқ «Лүш мәдәнийити» ни издәп» дегән чоң тема астида «чоң типтики қәдимий қәбристанлиқтин ғәлитә дәпнә қилинған гүрлүкләр байқалди» намида нәхмәйдан хәвири тарқитилип һәр саһәниң диққәт нәзирини өзигә тартти. Ахбарат хәвиридә доктур Вушиңхуа «бу һазирғичә Коинлун итәклиридин түнҗи болуп байқалған қәдимий дәвр инсанлариниң паалийәт излири болуп һесаплиниду, Лүш қәдимий қәбристанлиқидин чиққан мәдәнийәт ядикарлиқлири колтурлуқ мәзмунға игә болуп, Қарақурум итәклири, Керийә дәрясиниң юқири еқинидики қәдимий инсанлар паалийтиниң күрүниши вә һалитини әкс әттүрүп бириду »дәп көрсәтти. У йәнә «үч миң йил бурунқи Лүшлүкләрниң турмуш һалити чарвичилиқ болсиму көчмән чарвичилиқ әмәс, йерим олтурақлашқан яки муқим олтурақтики чарвичилиқ игилиги болуши мумкин, шуниң билән бир вақитта йәнә муәййән салмақтики диһқанчилиқ игилигиму болған. Нимишқа мундақ дәйсән? Дегәндә қәбристанлиқдин байқалған сайман җабдуқлар ичидә чоң типтики сайманлар бар, гәрчә һәмдәпнә буюмлириниң һәммиси кичик типтики җабдуқлар болсиму таш дүвилири, қәбрә дүвилири арисидин чоң типтики җабдуқлар сапал буюмларниң парчилири байқалди. Чоң типтики сапал буюмлириниң байқилиши уларниң турмушиниң көчмән турмуш әмәслигини чүшәндүриду. Чүнки навада көчмән турмушта һаят кәчүрсә бундақ чоң типтики турмуш буюмлирини йенида елип йүрәлмәйду бу уларға қулайсизлиқ елип килиду әлвәттә».
Қәдимки қәбрә қурулушлири билән һәмдәпнә буюмлири иптидаи турмуш вә адәт итиқатниң бир парчә әйниги болуп һисаплиниду, бу қәдимий қәбристанлиқтин дәпин қилиниш шәкли интайин ғәлитә болуп, қазғучиларни қаттиқ һәйран қалдурди. Җәсәтләрниң көп қисминиң беши ғәрп пути шәрқ тәрәпкә, пут қоллири йиғилған һаләттә қуюлған. Ләһәтләрниң дәпнә шәкли иллиписсиман болуп, мейт топ дәпнә қилинған бир ләһәткә әң аз болғанда бир адәм көп болғанда тоққуз җәсәт күмүлгән адәттикилиригә асасән 4-5 әтрапида җәсәт қуюлған. Һәр бир ләһәттикиләр бир аилә яки бир қәбилә уруғи болуши мумкин, чүнки җәсәтләр қатламлиқ дәпин қилинған болуп бир қәвитигә мейит қуюлса униң үстигә бир қәвәт тупа қуюлған йәнә униң үстигә бир қәвәт мейит күмүп униң үстигә йәнә тупа күмүлгән. Бәзилири бир қәвәт болса бәзилири икки яки үч қәвәт қилип үстиму үсти қуюлған. Әң үсти қәвәт чоң таш билән йепилған. Қәбрә ич айланмиси яхши айниған қуғун тавузлардәк чоңлуқтики ташлар үсти үстиләп тизилип там шәклидә ясилип әң үсти йәнә гүмбәзсиман һаләттә тизилған ташлар арқилиқ йепилған, ундин башқа һәр бир қәбриниң қәбрә алди тәрипигә очақниң колуңи чоңлииғида чәмбәрсиман таш тизилған. Бу қәбриниң алдида уруқ туғқанларниң күҗә көйдүрүш дуа тилавәт қилиш иһтияҗидин билән ясалған болуп әҗдатлиримизниң үч миң йил муқәддәмки дин мәдәнийити, дуня қарашлири, һаят мамат уқумлиридин бишарәт бириду. Қәдимқи заманларда оттура асияда әң кәң тарқалған шаман итиқади вә униңдинму бурунқи түрлүк садда иптидаи итиқадларниң һәммисидә әҗдатларниң роһиға сеғиниш бир хил иптидаи итиқад түсини алған дини паалийәт болуп, «оттура вә мәркизи асия қәдимқи аһалилири һәр йили баһар, яз пәсли арисида ғарларға берип, қурбанлиқ вә зиярәт қилип ата ана әрваһлириға сеғиниш паалийәтлирини елип барған »(Абдушүкүр Муһәммәтимин« уйғур пәлсәпә тарихи »). Шаманизим итиқади йәр йүзи инсанийәтниң паалийәт макани, асман болса тәңриләр вә яхши роһларниң дәргаһи, йәр асти зулмәт, җин алвасти вә яман роһларниң макани дегән аләм чүшәнчилирини өз идилогийисиниң асаси қилидиған болуп, өлгәнләрниң әрваһлириниму яхшилиқ вә сахавәт макани болған асманларда дәп тәсәвврур қилған вә уларға сеғинип оттин ибарәт бүйүклүккә, көккә тәлпүнидиған улуғ мәвҗутлуқни қәбрә бешида һазирлаш арқилиқ яхши тиләк, арзу сеғинчлирини от учқуни арқилиқ әҗдатлар роһиға әвәткән, бу қәбрә алдида түрлүк дини паалийәтләрни өткүзгән. Лүш қәбристанлиқ харабисидики һәр бир қәбриниң алдиға ясалған бу исриқ учақлириму әнә шу дини тилавәт иһтияҗидин ясалған болуп, шаманизимлиқ итиқадидики қәдимки әҗдатларниң мәниви дунясиниң заһирән ипадисидур.
Җәсәтләрни тәкшүрүшкә қариғанда бу қәбристанлиқтики қәбриләргә қуюлған яшларниң буй игизлиги 1,70 дин икки метрғичә болуп улар ғулус вә игиз буйлуқ икән буниң бу җайда үч миң йиллар илгири һазирқи заман адәмлиридин тән қурулма җәһәттә көп үстүн болған бир қәвмниң яшиғанлиғини чүшәндүрүп бириду. Җуңгу иҗтимаий пәнләр акадимийисиниң тәтқиқатиға қариғанда « уларниң юмилақ шәкиллик баш сүңәклири яврупалиқларниң баш сүңәклиригә йеқин килиш билән биргә йәнә биз билидиған азсанлиқ милләт кишилириниң баш сүңәк шәклигә охшап қалиду »(вушиңхуа) кән.
Һәмдәпнә буюмлардин нәқиш уюлған вә сидам сапал буюмлар бир қәдәр көпрәк болуп, улар сапал коза, хумра, сапал тәхсә қатарлиқлардур. Сапал буюмлардики ромба шәкиллик, белиқ шәкиллик, үч болуң шәкиллик, долқун шәкиллик нәпис ойма рәсим вә нәқишләр «Лүш мәдәнийити» ниң парлақ мәнзирисини көрситип бириду. Булардин җуп белиқ сүрити чүшүрүлгән сапал тәхсиләр алаһидә урунда туриду. Мис буюмлардин мис пичақ, мистин ясалған атниң еғиздуриғи қатарлиқлар бар, ундин башқа һайванат мүңгүзлиридә ясалған еғиздуруқ, һәр хил ташлардин ясалған һалқилар, деңиз қулулиси (сәдәп) … Қатарлиқ бирәр йүздин артуқ буюмлар бар.
Тәтқиқатчилар йәнә қәбристанлиқниң 6-нумурлуқ гүрлүктин буниңдин 4000 миң йил бурунқи дәврләргә тәвә бир метр қелинлиқтики бир қәвәт күкис күли байқиған болуп бу җайға җәсәт дәпнә қилишитин миң йил қәдимқи заманларға тоғра килидикән
Сәнәт түсини алған һәр хил қол һүнәрвән буюмлири Қарақурум вадисида яшиған қәдимкий әҗдатларниң мәниви турмушини бейитқан болуп, сапал буюмларниң үстигә өзиниң гүзәл иститик туйғулирини нәқиш қилип уюш, таш матирияллардин түрлүк мунчақларни ясаш һәтта һеқиқлар билән қапланған чирайлиқ зәнҗирләрни буюн, қол, путлириға есишқан. Аяллар күмүр гөһири арқилиқ өзиниң қаш кирпиклирини буяшни билгән вә техиму җәзбидарлиққа туюнған.
Қәбристанлиқтин зор миқдардики сапал буюмлардин сирт йәнә селиндирсиман таш яки сүңәк бизәк буюмлири, мунчақ марҗанлар шундақла йәнә йешил қаштеши һалқа (маленькие нефритовые кольца) қатарлиқ байқалған болуп, Лүш қәбристанлиғидин тепилған қаштеши биләйзүк шинҗаң тарихида байқалған әң дәсләпки қаштеши биләйзүк болуп һисаплиниду. Лүш кәнти Керийәниң җүмлидин Хотән тағлиқ раюниниң асаслиқ қаштеши чиқидиған раюнлиридин болуп буниңдин үч миң йил бурун бу җайда паалийәт елип барған инсанлар қаштешини зиннәт буюми қатарида ишләткән. Бу һәқтә тарихчи Ғәйрәтҗан Османму өзиниң «уйғур тарих мәдәнийитигә даир мулаһизиләр» намлиқ китавида «буниңдин 4000-5000 йил илгири Тарим вадисида қаштеши оймичилиқ техникиси ихтира қилинған бу дуня буйичә әң бурун игиләнгән һүнәр болуп һисаплиниду » дәп язиду.
Бу қәбристанлиқтин йәнә зор миқдардики қол һүнәрвәнчиликтә камаләткә йәткән мис пичақ, мис уқ учи, мис биләйзөк қатарлиқлар тепилған кишини техиму һәйран қалдуридиғини шуки йәнә бир қәбридин төмүр пичақ тепилған. Инсанлар җәмийитидә төмүрдин пайдилиниш вә төмүр ишлитишниң башланғанлиғи мадди мәдәнийәт җәһәттики бир қетимлиқ сәкрәш болуп, төмүрниң ишлитилиши ишләпчиқириш күчлириниң тәрәққиятини зор дәриҗидә илгири сүргән. Тарихта һәр қайси әл раюнлириниң бу мәдәнийәт дәвригә йитишиму охшаш вақитта болмиған, дуня тарихида миладидин бурунқи 17-әсирдин миладидин бурунқи 13-әсиргичә кичик асияда қудәрәт тапқан қәдимқи һеттт хәлқи миладидин бурунқи 1400 йил бурунқи вақитларда түнҗи болуп төмүр тавлап қурал сайманларни ишләткән. Улар инсанлар тарихида түнҗи болуп төмүрдин пайдилинип қурал сайман ясиған хәлқ болуп һесаплиниду. Төмүр ишлитиш курийидә миладидин бурунқи алтә әсир бурунқи дәвргә, япунийәдә миладидин бурунқи үч әсир бурунқи дәвргә тоғра килиду, уйғур әдәбиятиниң әң қәдимқи мираслиридин болған «әргинәқун» дастанида көккә санчилип турған игиз тағ қиялиқларниң арисиға кирип қалған түркий қәвмлириниң мәлум бир бүлүкниң родиларни иритип төмүр тавлиғанлиғиға аит мәзмунлар бар болуп бу әҗдатлиримизниң иптидаи санаәтчилик уқумлириниң түнҗи болуп әдәбият мираслирида әкис әттүрүлиши болуп һисаплиниду. Көктүрк ханлиғи қурулуштин бурун түркләрниң төмүр тавлаш техникисиниң наһайити юқирилиғи һәққидики мәлумат тарихи мәнбәләрдә наһайити көп учрайду, һәтта көк түркләр баш күтүрүштин бурун җуҗанлар түркләрни «төмүрчи қуллиримиз» дәп атиғанлиғиму тарихнамиләрдә қәйт қилинған. Буниңдин көрүвелишқа болидуки түркий милләтләрдә төмүрдин пайдилиниш, төмүр тавлаш хили бурунла башланған вә юқири техникилиқ мувәппәқийәт шәклидә кәң умумлашқан. Корийиликәр миладидин алтә әсир илгири, япунийәликләр миладидин үч әсир илгири төмүр билән тунушқан; Оттура түзләңлик раюнида болса чүнчию дәвридә йәни миладидин бурунқи 493-йили җин җиявяң оста билән җең хәнда устиниң төмүр билән елишқанлиғи тоғрисидики ривайәт түсини алған учур бар болуп «төмүр қураллар пәқәт хән сулалиси дәвригә кәлгәндила андин җуңгуда кәң күләмдә умумлашқан» ( өкянус).
Үч миң йиллиқ тарихқа игә болған Лүш қәдимий қәбристанлиғидин нәпис ишләнгән төмүр қуралниң тепилиши Лүш мәдәнийитини яратқан қәдимий қәвмниң техиму қәдимий заманлар илгири йәни миладидин бурунқи 10-әсирләрдин башлапла төмүр билән тунушуп болғанлиғини билдүриду. Алим Абдушүкүр Муһәммәтиминму өзиниң «қәдимқи мәркизи асия» намлиқ әсиридә «мәркизи асияда төмүр тәхминән һиндистан билән оттура түзләңликтин бир икки әсир илгири турмушқа киргән булуши иһтимал »(41-бәт) дәп йезиш арқилиқ мәркизи асия хәлқиниң төмүр билән тунушуш тарихиниң һәқиқәтәнму узунлиғиға болған қиясини оттуриға қуюп өткән. Қәбристанлиқ тупрақ қатлими арисидин байқалған икки учақму бу җайда йәнә митал иритиш техникисиниң аллиқачан пәйда болғанлиғиниң дәлилидур. Қәдимқи заман аптурлиридин Ли Давйүән (член Ли Тао) (миладийә 472-527) «су еқинлар тәзкириси (вода из). дәряларға изаһат» намлиқ китабида «көсәндә таш көмүр билән төмүр тавлинип 36 ханлиқ тәмин итилиду» дәп язған болуп 1986-йили нәшир қилинған «җуңгуниң қәдимки күмүр ечиш тарихи» намлиқ китабта бу «илимизниң таш күмүр билән төмүр тавлиғанлиғиға аит әң бурунқи хатирә» дәп муәййәнләштүрүлгән. 1987-йили нәшир қилинған «пән техникиниң қисқичә тарихи» намлиқ китабтики баянларға қариғанда, кийинки заманларда техникида алдида кәткән ғәрбий яврупада бу хил пән техника 18-әсирниң ахирлириға кәлгәндә андин қоллинилған.
Лүш қәбристанлиқ харабисидики һәр қайси қәбрә вә дәпнә буюмларниң карбун 14 анализи арқилиқ йил дәврини инииқлаштики йил дәвр арлиқлири, қатламсиман дәпнә һалитидики һәр қайси қатламларниң дәпнә қилиш вахтиниң охшимаслиғи, шундақла һәмдәпнә буюмлардики нәпислик вә турмушчанлиғиниң юқирлиғиға қарап бу хәлиқниң хас чарвичилиқ игилигидики көчмән турмуш биләнла өтмәстин бәлки қаттиқ дитал һалити мукәммәл болған муқим олтурақ һалитиниңму барлиғини қияс қилишқа булиду. Ундақта бу шанлиқ мәдәнийәт излирини қалдурған әҗдатлиримиз муқим олтурақлашқан шәһәр раюнлири қәйәр дегән суал туғилиду. Навада улар көчмән һаләттә яшиған дәп қарисақ улар паалийәт елип барған җайлар Қарақурумниң қуйни кәң етәклири булиду, Қарақурум бустанлиғидики қәдәмдә бир учрап туридиған таш қурал вә бронза дәвридинму бурунқи сапал буюмлар дәвригә мәнсуп болған күза пучуқлириға, иптидаи инсанларниң һаят паалийитиниң изнаси болған таш қурал излириға қарап қәдимқи әҗдатлиримизниң һәр қайси дәврләрдә бу маканда мәвҗут болуп турғанлиғини һис қилалаймиз әлвәттә мазар дегәнни аһалә олтурақлашқан җайға йеқин йәргә әһя қилиниду ундақта мушу мазар әтрапдики қайсидур бир дөң муқәддәм иралар илгирики шу шанлиқ мәдәнийәт апириди болған қәдимий шәһәрләрни бесип пинһан ятқан булишиму мумкин әлвәттә! Бу җайда йәнә шуни қошумчә қилип өтүшкә тоғра келиду, 2005-йили июнда уйғур әдәбиятиниң устаз шаирлиридин болмиш профессор Буғда Абдулла Керийә наһийисиниң Атчан тағлиқ йезисида бирнәччә күнлүк турмуш үгиниш вә тәкшүрүштә болуп өтти, Атчанниң өзгичә болған фолклор муһити шаир қәлбидә унтулғусиз тәсиратларни қалдуруш билән бир вақитта вақит мунасивити билән Қарақурум тағлириниң Керийигә тәвә болған бөлүгиниң ғәрбий қисмиға җайлашқан Пулу кәнтигә чиқип күрүш шаир қәлбидә бир татлиқ арман пети қалған иди, кийинки йили йәнә шу июн ейида шаир қайта Керийгә кәлди униң мәхсиди әмди тарихта сансиз икспидитсийичиләрниң диққәт нәзирини өзигә тартқан, Қарақурум тағлиридин һалқип Тибәт игизлигигә үтүштики асаслиқ еғизларниң бири болған Керийә һатәм паша тағлиқ юлиниң үстидики асаслиқ рабат Пулуни көрүп кетиш вә бу җайдики йиганә сақлинип қалған өзгичә йәрлик мәдәнийәт муһити билән тонушуш иди. Мән илимсүйәр бирнәччә достлар билән бирликтә шаирға һәмра болуп әгри туқай вә хәтәрлиқ тағ йоллири арқилиқ Қарақурум тағ итәклиридики бу йиганә вә хилвәт бостанлиқ Пулуға йитип кәлдуқ, Пулу кәнти Корап дәряси арқилиқ Қарақурум тағлириниң Чира наһийиси тәвәлиги билән чигирилинип туратти, Корап дәрясидин өтүп ғәрби җәнуп йүнилиш билән ешәклик бир икки саәт маңғанда Чира наһийисиниң Имамлирим йезисиға тәвә болған Қарақурум тағлиқ раюниниң әң чуңқур қисмиға җайлашқан Әрәнлик кәнтигә йитип беришқа булатти, биз Әрәнликтики тонушимиз Бақахунниң қизғин тәкливи вә мәхсус қатнаш (ешәк) елип алдимизға келиши билән у җайниму көрүп келишкә бардуқ. (әпсуски шаирниң бу ешәклик сәпәргә җисмани қувити яр бәрмигәнлиги үчүн Пулу мөтивәрлиридин булған мәшһур хәлқ сәнәткари Ибди Баратниң өйидә қалди. Ибди Баратниң еғизидин төкүлүп туридиған Пулудики көк булақниң сүйидәк охчуп чиқидиған хәлиқ қушақлири вә бу хәлқ сәнәткари чалған алличи равапниң муңлуқ күйи шаирни өзигә әсир қиливалған иди) биз Әрәнликтә миһмандост Әрәнлик хәлқи билән муңдишиш җәрянида бу кәнт җайлашқан Әрәнлик дәрясиниң сәл юқири еқин бойидики бир дөңлүктә «горяр қәдими қәбрә изи» вә «ақташ ғуҗам мазири» нами билән мәшһур бир мазарниң барлиғини аңлап Бақахунниң һәмраһлиғида у җайни күрүп килиш үчүн бардим, Горяр әсли Әрәнлик дәрясиниң шимали қирғиқинидики бир чоң дөң болуп кишиләр бу җайда һәр йили хаман алидикән, ейтишларға қариғанда униңдинму илгири бу җайда катта айван сарай вә чоң чоң тирәкләр бар имишкәнтуқ, бу кичиккинә Горяр дөңи хаман елиш иһтияҗи билән ишлитилип киливатқан күнләрдә дәря сүйи барғансири дөң ливини ялап тәдириҗи дөңни еқитишқа башлапту, болупму икки йил аввалқи кәлкүндә дөңниң йеримдин артуқрақ қисмини су ялап елип кетипту, кәлкүндин кейин кишиләр дөң тегидә топ дәпнә қәбристанлиғини күрүпту, көргәнләрниң ейтип беришичә бу қәбриләр таш қәбрә болуп сани 7-8
екән, таш қәбрә наһайити чоң ташлардин тизилип ясалған болуп һәр бир қәбригә 4 -5
Җәсәт үстиму үсти дәпнә қилинған, җәсәтләр пүтүнләй қуруқ скилет һаләткә килип қалған, баш сүңәклири чоң, чишлири тулуқ һәм сири икән, һәйран қаларлиғи ширақ сүңәклири һазирқи нурмал адәмниң ширақ сүңикидин хелила том һәм узун икән. Шуниң билән кишиләр бу җайға келиштин қорқуп кетип шу көргән пети ташлап қоюпту, бултурқи кәлкүндә су һелиқи җәсәтләрму аллиқачан еқитип китипту.
Бақахун билән бирликтә йол билән болған арлиғи бирәр йүз метир килидиған бу гөряр дүңигә йитип кәлдим, дегәндәк ярни су елип кәткән болуп, биз кәлгән тәрәптики дөң янтулуқла сақлинип қалған еди. Бу янтулуқниң үстигә чиқип дәря ялап кәткән тик ярдин түвәнгә қариғанда 10-15
метр түвәндә дәря еқинниң ташлири көрүнүп туратти су ташлар арисидин сирғип еқивататти, сәл үстигә қариғанда тизгинсиз дәря сүйиниң бир нәччә қетим ғол еқинни дөң тәрәпкә қаритип буриғанлиғини рошән көрүшкә болатти, һазир еқинниң дөң җайлашқан урундин сәл йүқири тәрипидә кәлкүн сүйи еқитип кәлгән таш шиғиллар туқай шәклидә йиғилип қалғачқа асаси еқин әмди дөңдин неридирақ еқип бу қәбрә изидин ташлар арисидин чиққан сирғинда суларғинә еқип туратти. Дәряниң қарши қирғиқиниң сәл юқири еқин қисмидин йәнә бир дәря қарши қирғақтики тағлар арисидин чиқип мошу җайда Әрәнлик дәрясиға қуйилатти, бу дәря зоң дәряси дәп атилатти. Мундақчә ейтқанда бу җай икки дәря қошулидиған еғизниң қарши тәрипигә җайлашқан болуп икки дәряниң қушулишидин һасил болған чоң еқиниң мушу дөңгә қарап урулуши бу дөңниң җуғрапийилик қисмитидәк қилатти. Дәря қени бәкму кәң иди. Қариғанда еқиниң қирғақларни ялап мушу дөңгә сүрүлүп килишигиму талай әсирләр кәткәндәк қилатти.
Су ялап кәткәндә пәйда болған қия вә униң астидики таш қәбрә изи дәп қаралған әмма адәттики дәря тигигә охшашла күкүш ташлар қалаймқан ташлинип кәткән бу җайға қарап көңлүм бирдинла йерим болди, қәбрә һәққидики учурға қариғанда буму «Лүш қәбристанлиқ харабиси» ға охшаш тарихи наһайити узун бир қәбрә болуши ениқ еди, Қарақурум әҗдатлириниң қәдими һаят изини нәччә миң йиллап өз қуйнида юшуруп ятқан бу дөң ахир дәря аниниң ялиши билән әвлатлар көз алдида заһир болупту, ваһаләнки харабиләр әтрапида харабиләрдәк харамушлуқта қалған бу әвлатлар кәлкүн ечивәткәндин кийинки бу қәбрә изини йәнә су долқуниниң вәйран қиливетишидин сақлап қалалмапту, сақлап қалалмапту әмәс бәлки сақлап қелишни хиялиғиму кәлтүрүп бақмапту. Мана бу мәдәнийәт ядикарлиқлири нөвәттә дуч кәлгән тәбии бузғунчилиқ қисмитидинму еғир болған өз қиммитини өзиниң һәқиқи һәқдарлири туниялмаслиқтәк аччиқ қисмәтләрниң йәни бир мисали, халас.
Биз дөңни айлинип дәря қениға чүштүқ, тәпсили күзитишимчә бәзи җайлардики бир қисим чоң ташлар иллиписсиман һаләттә айландуруп тизилғандәк көрүнәтти әмма кәлкүн йәниму башқа ташларни қалаймиқан ташлап өткәчкә буни пәрқ әтмәк бәкму тәс иди, бу иллиписсиман гәвдиләр таш қәбриниң һул қисми болуши мумкин еди, кәлкүн сүйи сүңәк вә сүңәк парчилириға қәдәр һәммини еқитип кәткән болуп бу қәдимий қәбрә вә у юшуруп ятқан нәччә миң йиллиқ тарих учурлири һәқдарлириниң бипәрвалиғи билән долқунларға әгишип кийинки әвлатлири мәдәнийәт яратқан Тарим вадиси, Тәклимакан қумлуқлириға қарап еқип кәткән еди.

Ундин башқа Атчан йезисиниң юқири тәрипидики Атчан дәясиниң бойидики дөңлүк бағриға җайлашқан Атчан қәбристанлиқ изиму мушуниңға охшайдиған топ дәпнә болуп бу җайға қоюлған җәсәтләрму алаһидә гәвдилик, ширақ сүңәклириму алаһидә узун еди, алдинқи қетимда бизниң ишханимиздин Абдуришат Мусаҗан Езиз рәссамлар билән бирликтә Аччанға чиқип китип мушу қәбрини көрүп қайташида Езиз рәссам адәм портирети сизишта пайдилинимән дәп елип кәлгән бир баш сүңәкниң чишини санаветип биз һәйран қалған идуқ, чүнки униң чиши нормал адәмләрниңкигә охшаш 32 болмастин бәлки 34 еди.
Демәк Қарақурум етәклиридә қәдимий һаят изи ву шиңхуа ейтқандәк бу хас «Лүш мәдәнийити» ла әмәс бәлки бир пүтүн Қарақурум мәдәнийтиниң бизниң көз алдимизда заһир болған бир парчиси, Лүш қәбрә харабисиму «һазирғичә коинлун итәклиридин түнҗи болуп байқалған қәдимий дәвр инсанлириниң паалийәт излири» әмәс бәлки баш кәңсулақ, қараташ таш қурал излири… Қатарлиқ қәдимқи дәвр инсанлар паалийәт изидин кейин байқалған йәнә бир қимәтлик архелогийилик байқаш. Худди Тарим вадисиға қәдими харабиләр йолтузлардәк чечилғанға охшаш бәһәйвәт Қарақурум тағ тизмилири чоңқурлуқиға әң қәдимий һаятлиқ излириниң чечилип ятиду, бу йәрдә қәдимий шәһәрләрни қум астидин ечиветидиған Тәклимаканниң буранлири йоқ у пәқәт һәқиқи мәнидики тарих вә архелогийә илминиң өзидики сир әсрарларни байқишини күтүп җимҗит ятмақта. Биз һазирғичә бәһәйвәт Қарақурум етәклиридики Керийә дәрясиниң юқири ғул вә тармақ иқинлири вадисиға җайлашқан буниңдин он миң йиллар бурунқи дәврләргә тоғра келиду дәп қаралған оттура таш қураллар дәвригә мәнсуп болған баш кәңсулақ таш қурал излири, қараташ таш қурал изи, атчан қәбристанлиқ харабиси, шуңгулдики мәдәнийәт излири, кичик пулу харабилиғи, чоң пулудики заратлиқ харабилиғи, әрәнлик таш қәбристанлиғи … Қатарлиқларни нәзәрдин сақит қилишқа болмайду әлвәттә.
Ривайәт қилинишчә тупан баласидин кийинки Ноһ вә униң кимисидикиләрдин башланған иккинҗи қетимлиқ һаятлиқ тағдин башланған икән чүнки тупан баласидики түнҗи қуруқлуқ тағ еди, инсанлар ғайәт зор су апити қалдурған вәһимә түпәйлидин узақ заманларғичә тағларни өзигә макан тутуп яшиған вә кейинчә түзләңликләргә көчүп авуп күпәйгән, шуни қияс қилишқа болидуки җәнуби Тарим вадисидики күҗүм һаят изи түнҗи қәдәмдә Қарақурум етәклиридә авуп күпийип көчмән чарвичилиқтин йерим олтурақтики чарвичилиқ игилигигә өткән вә кийинчә терим игилигигә үтүп улуғ дәряниң түзләң вадилирини қуғлап һазирқи Тәклимакан чоңқурлириға көчкән у йәрдин тәбии апәтләр түпәйлидин йәнә еқин қоғлишип барғансири Қарақурум етәклири тәрәпкә сүрүлүп бүгүнки бостанлиқларни апириди қилған.

Пайдиланмилар:
«Җуңгу мәдәнийәт ядикарлиқлар гезити» 2006-йил 3-айниң 15-күни сани
«Пайтәхт истималчилар сәһәр гезити» 2003 йил 8-айниң 11-күни сани
«Қәдимки мәркизи асия» абдушүкүр муһәммәтимин шинҗаң хәлқ нәшрияти 2002-йили нәшри
«Уйғур тарих мәдәнийитигә даир мулаһизә» Ғәйрәтҗан Осман
— правка текста и транслит на кириллицу — Амрақ