Көңлүм, Зиндандин хәт…
Өтмүштин бир парчә қол яғлиққа йезилған шеирлар
Жан анам мән сизни әсләп һәр заман,
рән’ги ройим сарғийип болди саман.
Мән үчүн халис дуа әйләң һаман,
Учришармиз шадиман болсақ аман.
*
Көңлүм
Сиқилғач зардур көңлүм, қисилғач тардур көңлүм,
Езилгәч парә көңлүм, демәк аваридур көңлүм.
Асарәт зәнжири жан’ға, һақарәт хәнжири қан’ға,
Сиясәт зәнжири виждан’ға қадалғач яридур көңлүм.
Һаман һөрлүк үчүн арман тапалмай дәрдигә дәрман,
Барип ятқан йери зиндан болуп бичаридур көңлүм.
Һесабсиз қайғу-һәсрәтләр жапа вә жәври күлпәтләр,
Еғир дәрду-әрзийәтләр билән қапқарадур көңлүм.
Болурму миллитимиз азад, вәтән өз илкидә абад,
Дегән ой-пикирдә пәряд уруп дишваридур көңлүм.
Чимәнзаримни қузғунләр, орап алғачқа нурғунләр,
Бу шум басқунчи бузғунләр үчүн бизаридур көңлүм.
Қутулғайму вәтән милләт, кетәрму башидин илләт,
Дегән ой бирлә һәр һаләт көйүп отваридур көңлүм.
Асарәт дәрдини ойлап, хиял дәрясини бойлап,
Үмид дәштидә вайвайлап, жапакәш каридур көңлүм.
Шу арманда өтәрмәнму, мурадимға йетәрмәнму,
Йетәлмәстин кетәрмәнму дегәч ғәмхарәдур көңлүм.
Бу ғәмләр бирлә қайғач баш, көзүм төкмәктә қанлиқ яш,
Бу дәрткә һәмнәпәс йолдаш, азаб сәйярәдур көңлүм.
(Биринчи шеирниң һәммиси мушунчилик гәп икән.
Иккинчи шеир болса “Үмидлик Һал” намлиқ шеир икән.)
Ибрәтлик Вақиә
Зиндандики мәһбуслуқтин бир ривайәт,
Шол андики мәюслуқтин бир шикайәт.
Көргән-билгәнләргә ибрәт-сабақ болиду,
Ениқ өткән бу вақиә-һекайәт.
Мән қанчә йил мәһбуслуқта,
Өтти өмрүм зинданларда мәюслуқта.
Түрли қайғу-һәсрәт вә ғәм, дәрду-әләм,
Ичрә ятқан идим даим әпсуслуқта,
Йиллар, айлар, күнләр өтүп кәткән иди,
Тән саламәтликим начар- зәиплишип.
Һәрхил кесәл ағриқчилиқ йәткән иди.
Худди шундақ ечирчилиқ-қийинчилиқ,
Һәр тәрәпләп басқан мени қийинчилиқ.
Ечинишлиқ әһвалға қалған идим
Орап алған… (мушу йәрдә хәт йезилған рәхт қатлинип қапту)
(Қалғини зиндандики азабларға даир гәпләр икән)
(Йәнә бири яшлиқниң қәдир-қиммитини билишкә даир шеир икән.)
[Аптор тоғрилиқ учур йоқ икән.]
Амрақ