Күрәш ялқунида тавланған

(Шаир вә тарихчи Сабит Абдурахманниң туғулғиниға – 90 жил)

Биз сөз қилмақчи болуватқан Сабит ака Абдурахман аримизда йоқ болсиму, пүткүл аңлиқ һаятини өз хәлқиниң келәчәк бәхит-саадитигә беғишлап әҗир қилғачқа, әвлатлар қәлбидә мәңгү яшайду десәк, мубалиғә болмайду.
Болғуси инқилапчи – шаир вә тарихчи Сабит Абдурахман 1928-жили һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қаратуруқ йезисида дунияға кәлгән. Униң атиси Абдурахман өткән әсирниң 30-жиллиридики коммунистларниң баш-баштақлиғи, зорлуқ-зомбилиқ билән коллективлаштуруш һәрикәтлиридә тәқипкә учрап, 1932-жили Ғулҗа шәһиригә көчүп кетишкә мәҗбур болиду.
Сабит Абдурахман 1936 – 1941-жиллири Ғулҗа шәһиридики “Шәриқ” мәктивидә, 1942 – 1944-жиллири “Или милләтләр” гимназиясидә оқуп, әмгәк паалийитини башланғуч мәктәптә муәллим болуп ишләштин башлиған.
Сабит Абдурахман әндила 16 яшқа киргинигә қаримай, үч вилайәттә партлиған миллий-азатлиқ инқилапқа паал иштрак қилған еди. У 1944-жили ноябрь, декабрь айлирида исми хәлқимиз арисида ривайәткә айланған Ғени батур қоманданлиғидики партизанлар штабида катип болуп ишлигән.
Сабит акиниң вапатидин кейин нәшир қилинған “Һаят қиссилири”: “өмрүм шундақ өткән” дегән мемуар-қиссидә бу тоғрилиқ тәпсилий йезилиду. Униңда акиси Ибраһимниң өзини Ғени батурниң штабиға елип барғанлиғини мундақ тәрипләйду:
– “Мирғияс! – деди Ибраһимкам у кишигә мураҗиәт қилип. – Сән түнүгүн штабқа катиплиқ қилидиған адәм керәк девидиң, мана мону инимни елип кәлдим. Мошуни ишләт. Һәрқандақ ишиңға ярайду! – деди.
– Кәл, укам, олтар, – деди Мирғияскам орун көрситип, андин мениң билән сөзлишишкә башлиди.
– Исим-фамилияң ким?
– Сабит Абдурахман.
– Қәйәрдә оқуған?
– Милләтләр гимназиясидә.
– Гимназияни түгәткәнму?
– Һә-ә, бу жил түгитип чиқип, муәллим болуп ишләвататтим.
– Яхши. Мону материални көчирип чиққинә.
Мән у бәргән материални көчирип, алдиға қойдум. Чирайлиқ һәм саватлиқ язғанлиғим үчүн Мирғияскам мәмнун болған һалда мундақ деди:
— «Ярайсән, ука, бүгүндин башлап сән мошу бөлүмдә маңа ярдәмчи болуп ишләйсән. Бу әмәлиятта Ғени батур қоманданлиғидики партизанлар отрядиниң вақитлиқ штаби еди…” (Сабит Уйғурий. “Һаят қиссилири: өмрүм шундақ өткән”, Алмута, “Мир” нәшрияти, 2009-жил, 15-16-бәтләр).
Бу йәрдә бираз ишлигән Сабит акини кейин “Азат Шәрқий Түркстан” гезити тәһриратиға хизмәткә әвәтиду. У гезитниң һәрбий мухбири сүпитидә җәң мәйданидин көплигән мақалиларни йезип, җәңчиләрниң җәңгиварлиқ роһини көтиришкә һәссисини қошушқа тиришиду. Яш Сабит Абдурахманниң гоминдаң хитай басқунчилириға қарши күришиш истиги күчлүк болғанлиқтин, җәң мәйданиға беришни илтимас қилиду. Бу истәк уни һөкүмәт тәрипидин уюштурулған қисқа муддәтлик һәрбий курста оқушқа елип келиду.
Сабит Абдурахман өзиниң мошу һәрбий курста оқуғанлиғи вә у йәрдә дәсләп инқилап рәһбири Әхмәтҗан Қасими билән көрүшкәнлирини мундақ баян қилиду: “1945-жилниң май айлири. Бир күни мениң ятиғимға йеқин ағинилирим Хелил Һәмраев (болғуси атақлиқ шаир), Қасимҗан Әйса вә Мәһәмәтҗан (фамилияси есимда йоқ) кирип келишти. Улар течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, шу күнләрдә Мәркизий һөкүмәт һәрбий башқарма тәрипидин, прапорщик-офицерларни тәйярлайдиған һәрбий мәктәп ечилмақчи екәнлигини, өзлири шу мәктәпкә оқушқа бармақчи болғанлиғини ейтишти. Мениму өзлири билән биллә беришқа тәклип қилди. Уларниң кәйпияти наһайити үстүн болуп, келәчәктә мәшһур командирлардин болуп чиқиш арзулирини изһар қилишти. Адәм яш вақтида һәр нәрсигә қизиқидиған болиду. Шуниң үчүн мәнму уларниң тәкливини қобул қилип, биллә бармақчи болдум. Биз, төрт ағинә, шу күнила Мәркизий һөкүмәт һәрбий башқармисиға бардуқ. Бөлүм хадими Сәйдәхмәт Өмәров бизниң келиштики мәхситимизни уққандин кейин һәммимизни ичкәрки бөлүмгә башлап кирди. У йәрдә бизни һәрбий башқарма башлиғи полковник Әхмәтҗан Қасими қобул қилди вә у “Кәлгиниңлар наһайити яхши бопту. Бу дунияда Вәтәндин артуқ тәхт йоқ, мустәқилликтин артуқ бәхит йоқ. Һазир бизгә силәргә охшаш вәтәнпәрвәр яшлар бәкму керәк! Армиямиздә офицерлар йетишмәйватиду. Шуниң үчүн үч айлиқ қисқа муддәтлик курс ечип, прапорщикларни тәрбийиләп, җәң мәйданидики һәрқайси қисимларға әвәтмәкчимиз. Биз, әлвәттә, силәрни қобул қилимиз. Буниң үчүн авал әризә йезишиңлар керәк. Униңдин кейин дохтурханиға берип, саламәтликни тәкшүрүп, ׂ“һәрбий хизмәткә ярайду” дегән ениқлима елип келишиңлар керәк”, – дәп чүшәндүрди. Бу ишларни биз әтисила орунлидуқ. Тизимға елинип, һәрбий мәктәпниң курсантлири болуп қалдуқ…
Әхмәтҗан Қасими һәптидә дегидәк һәрбий мәктәп җайлашқан Һәрәмбаққа келип, бизниң турмуш вә үгиниш әһвалимизни тәкшүрүп йол-йоруқларни берип кетәтти. У һәр қетим кәлгинидә биз билән сөһбәтлишип, дана мәслиһәтләрни ейтатти. Биз бу кишини һөкүмәт әрбаби болғанлиғи үчүнла әмәс, иллиқ чирайи вә сәмимий сөһбәтлири үчүн яхши көрәттуқ, һәр қетим униң сөһбитини аңлиғанда, өзимиздә йеңи күч пәйда болғандәк һис қилаттуқ…
Мошу үч ай җәриянида биз Әхмәтҗан Қасимини йәттә-сәккиз қетим көрдуқ. Һәр көргәндә у кишиниң көңүлгә йеқин, сәмимий сөзлирини аңлаттуқ. Мошу дәқиқиләр бизниң қәлбимиздә әң қиммәтлик хатирә сүпитидә сақлинип қалди” (Жуқарқи китап, 34-35-бәтләр).
Оқушни тамамлап, прапорщик унваниға егә болған Сабит Абдурахман у Миллий армияниң Шихудики 1-пиядә әскәрләр полкиниң ихтияриға әвәтилиду. У полк штаби һәрбий тәйярлиқ бөлүминиң кативи болуп ишләйду вә гоминдаңчиларға қарши шиддәтлик җәңләргә иштрак қилиду.
1948-жили май ейиниң бешида Сабит Абдурахман һәрбий хизмитини өтәватқан қисимниң полк штабиға Шәрқий Түркстан Җумһурийити һөкүмәт рәһбәрлириниң бири Абдукерим Аббасов келип “Һазирқи сәясий вәзийәт вә бизниң вәзипилиримиз” дегән мавзуда сәясий доклад қилиду. У өз докладида хәлиқара вәзийәт, Хитайдики гоминдаң әскәрлири билән гүнсәндаң (коммунистлар) әскәрлири оттурисидики җәңләр вә гүңсәндаңниң чоқум пүткүл Хитайда ғалибийәт қазинидиғанлиғи һәққидә тохтилип: “Аңлисақ, силәрниң араңлардики бәзи офицерлар: гоминдаң һөкүмити “11 маддилиқ течлиқ битимгә” әмәл қилмиғандин кейин бизму өз күчимизгә тайинип, әтә Үрүмчигә һуҗум қилсақ, андин кейин Қәшқәриягә жүрүш қилип, йәттә вилайәттики қериндашлиримизни тезирақ азат қилсақ болмамду?» дәп сорайдекән. Һазир Шинҗаңда гоминдаңниң 100 миң кишилик мунтәзим армияси бар. Улар Америкиниң заманивий қураллири билән қуралланған. Бизниң Миллий армиямиздә аран 12700 адимимиз бар. Йәни дүшмән әскиридин 8 һәссә аз. Мошундақ әһвалда биз Үрүмчигә һуҗум башлайдиған болсақ, наһайити көп қан төкүлиду. Униңдин көрә биз Җуңго вәзийитидики өзгиришләрниң бизгә пайдилиқ болушини күтүшимиз керәк. Йәнә бир жил күтсәк, гоминдаң әксийәтчилири урушта йеңилип аҗизлайду. Җуңго коммунистлири болса, барғансири күчийиду. Шу чағда биз Хитай коммунистлири билән һәмкарлишип улар шәриқтин, биз шималдин һуҗум қилип, дүшмәнни оңай мәғлуп қилалаймиз», дәйду. Шу чағда бир офицер соал берип: “Әпәндим, бизгә һәммидин муһими вәтинимизниң мустәқиллиги, хәлқимизниң азатлиғи, бизгә бу азатлиқни гоминдаңчи-хитайлар бәрмиди. Гүңсәндаңчи хитайларму бәрмәслиги мүмкин. Гоминдаңчилар бизниң мустәқиллигимизни етирап қилмай “Шинҗаң Җуңгониң айрилмас бир қисми” дәп келиватиду. Әгәр келәчәктә коммунистларму шундақ дәп турувалса, у чағда биз қандақ қилимиз?”.
«Ундақ болмайду, – дәп чүшәндүрүшкә башлиди натиқ. – Хитай коммунистлири марксизм-ленинизм йолини тутиду, марксизм тәлимати бойичә һәрбир хәлиқ өз тәғдирини өзи бәлгүләш һоқуқиға егә. Мәсилән, Кеңәш Иттипақида бизгә охшаш хәлиқләргә өзиниң миллий җумһурийәтлирини қуруш һоқуқи берилгән. Бу җумһурийәтләрниң ихтиярий һалда иттипақлишишидин һазирқи СССР тәшкил қилинған. Бу җумһурийәтләр әгәр халиса, иттипақ тәркивидин бөлүнүп чиқип кетиш һоқуқиғиму егә. Җуңго коммунистлириму худди мошундақ принципқа әмәл қилиду. Улар бизгә федератив җумһурийәт яки иттипақдаш җумһурийәт болуп яшаш һоқуқини бериду. Шуниң үчүн хитай коммунистлири билән һәмкарлишиштин әнсирәшниң һаҗити йоқ…” (Жуқарқи китап, 62-63-бәтләр).
Абдукерим Аббасовниң сәясий доклади үстидә Сабит Абдурахман вә униң сәпдашлири арисида җиддий бәс-муназирә болиду. Бәзи офицерлар: “Бу докладниң мәзмуни мәнтиқигә уйғундәк көрүнсиму, кәлтүрүлгән дәлиллири анчә ишәнчлик әмәс”, – дәйду. С.Абдурахман шу чағда: “Әхмәт әпәнди өзиниң бир нутқида: “Азатлиқ дегән һәдийә қилип берилидиған нәрсә әмәс, күрәш қилип дүшмәндин тартивелинидиған нәрсә” дәп ейтқан әмәсмеди. Шуниң үчүн мән Хитай коммунистлири бизгә азатлиқ елип келиду, дегән пикиргә қошулмаймән”, дәйду. Әйнә шуниң үчүн 1948-жили Сабит Абдурахман мәсләкдаш-сәпдашлири билән бирлишип “Ят шәрқийтүркстанчилар” тәшкилатини қуриду, Тәшкилатниң мәхсити Шәриқтин келиватқан Хитай коммунистлириға қошулмаслиқ, азат Шәрқий Түркстан Җумһурийитини сақлап қелиштин ибарәт еди. Бу тәшкилат паш болуп қалғанда С.Абдурахман башлиқ униң әзалири қолға елинип, пәқәт 1950-жили апрельда түрмидин бошитилиду.
1951-жили күздә Хитай коммунистик һакимийәт орунлири “тәтүр инқилапчиларни бесиқтуруш һәрикитини” овҗ алдурди. Бу бәднам һәрикәтниң асасий мәхсити “тәтүр инқилапчи” дегән төһмәт билән миңлиған адәмләрни тәқипләш, өлтүрүш арқилиқ гоминдаңға қарши инқилапқа иштрак қилғанлардин өч елиштин ибарәт еди.
Шундақ қилип, Сабит Абдурахманға “тәтүр инқилапчи, пантуркист” дегән қалпақ кийдүрүлүп, йәнә қолға елиниду. Лекин униңға қоюлған әйипләр испатланмиғанлиқтин, 1952-жили августта түрмидин бошитилиду, 1952 – 1955-жиллири Сабит Абдурахман Үрүмчидики Шинҗаң милләтләр институтиниң филология факультетида билим алиду вә андин Ғулҗида йеңидин ечилған дарилмуәллимин (педучилище) мәктивигә оқутқучи болуп ишқа әвәтилиду. Сабит Абдурахман бу билим дәргаһида әндила ишқа киришкән күнләрниң биридә, йәни 1955-жили 4-ноябрь күни йәнә қолға елиниду вә бу қетимму гуман билән қамилиду.
Шундақ қилип, Сабит Абдурахман 1955-жилниң 4-ноябридин 1957-жили 29-январиғичә бегуна түрмидә азаплиниду. Шуниңдин кейин униң инавити вә хизмити әслигә кәлтүрүлүп, йәнә өзиниң иш орнида – Или дарилмуәллиминдә устазлиқ қилиду.
Бирнәччә қетим қуруқ төһмәт, гуманлиниш вә сахта әйипләр билән түрмидә азапланған Сабит Абдурахман кеңәш пухраси болғанлиғи үчүн акиси Таливахун башлиқ аилиси билән Қазақстанға көчүп кетишни нийәт қилип, 1958-жили июньда рәсмийәтләрни өтәп, өз хизмитидин бошиниду, лекин Сабит акиниң үстидин вилайәтлик парткомға әризә йезилип, униң чәт әлгә чиқип кетишигә йол қоюлмайду.
Бу жиллири ШУАРда хитай коммунистик һакимийити “стиль түзитиш йәрлик милләтчиликкә қарши туруш” дегән бәднам сәясий һәрикәтни овҗ алдуруп, миңлиған һәқиқий вәтәнпәрвәр, милләтпәрвәр зиялиларни тәқиплиди, улар хизмәтлиридин һайдилип, түрмиләргә соланди, “әмгәк билән өзгәртиш” дәп атилидиған җаза лагерьлириға паланди. Мошу мудһиш, рәзил сәясий кампаниядә Сабит Абдурахманға “әшәддий йәрлик милләтчи унсур” дегән қалпақ кийдүрүлүп, йәнә түрмигә ташлиниду. У мошу “гунаси” үчүн йәнә онлиған жиллар хитай зинданлирида азап чәкти, Сабит ака бегуна җәми 20 жил түрмидә ятти, пәқәт Хитайда сәясәттә бираз өзгиришләр болғанда, йәни 1981-жили декабрьда тәғдир шамили уни Қазақстан дияриға елип кәлди.
Сабит Абдурахман туғулған жути Қаратуруққа орунлишип, оттура мәктәптә муәллим болуп ишләп, дәм елишқа чиққандин кейин, 1989-жили Алмутиға көчүп кәлди. Сабит Абдурахман вәтәнпәрвәр шаир, журналист вә тарихчидур. Униң “Һаят нахшилири” намлиқ шеирлар топлими, “Вәтән мәктүплири” дегән мақалилар топлими, һәрхил мавзуларға йезилған бирнәччә китаплири нәшир қилинди. Мәтбуатта көплигән мақалилири бесилди. У һаятиниң ахирқи жиллирида көплигән мәнбәләрни үгинип, “Уйғурнамә” (Уйғурлар тоғрилиқ һәқиқәт) намлиқ һәҗимлик мупәссәл әмгигини, вапатидин кейин нәшир қилинған “Өмрүм шундақ өткән” намлиқ яднамә характеридики қиссини язди.
Муәллип өзиниң бу әмгигидә кәң китапханларға уйғур хәлқиниң әсли келип чиқишиниң түп-йилтизи қәйәрдин башланғанлиғини, әҗдатлиримиз қурған дөләтләр, әҗдатлиримизниң дуния мәдәнийәт ғәзнисигә қошқан һәссиси тоғрилиқ, хәлқимизниң өзиниң тарихий Вәтинидики һазирқи күндики тәғдир-қисмәтлири һәққидә чүшәнчә бериду. Муәллип шундақла китапханларни әҗдатлар өткүзгән сәвәнликләрдин тоғра йәкүн чиқирип, келәчәк һәққидә җиддий ойлинишқа дәвәт қилиду, “Уйғурнамә” китапханларниң тәләплирини қанаәтләндүрүш мәхситидә тәкрар нәшир қилинди, шундақла чәт әлләрдики вәтәндашларниң еһтияҗи көздә тутулған һалда, әрәп йезиғи асасида уйғур графикисидиму нәшир қилинди.
Сабит Абдурахман һәқиқий мәнадики милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр, диянәтлик, етиқатлиқ, алий пәзиләтлик инсан еди. Әпсус, хәлқимизниң ялқунлуқ, от жүрәк пәрзәнди Сабит Абдурахман 2005-жили 14-июль күни йол-транспорт һалакитидә паҗиәлик вапат болди. Мәрһум вапатидин икки һәптә илгири, худди өзиниң бу қисмитини сәзгәндәк, “Хошлишиш” дегән шеирини йезип, өз шагирти, һели мәрһум композитор Селимахун Зәйналовқа берип, уни аһаңға селишни илтимас қилған екән. Мән кейин Селимахун акиниң өйигә бир иш билән барғинимда, у яқ Сабит акиниң шеириға музыка иҗат қилғанлиғини ейтқан еди вә өзи иҗра қилған магнитофонға йезилған бу нахшини маңа аңлатқан еди. Нахша бәк муңлуқ, йеқимлиқ чиққанлиғини ейтиведим, Селимахун ака хошал болуп, “устазимниң роһини хуш қилай дәп издәндим, есил адәм еди!” – дегәнлири һелиму ядимда.
Биз хәлқимизниң шанлиқ вә шундақла паҗиәлик қисмәтләргә толуп-ташқан тарихини һәм хәлқимизниң тарихий шәхслирини, өзимизниң кимлигини өзимизгә вә өзгиләргә тонутқан оғланлиримизни қәдирләшни билишимиз, дайим әсләп турушимиз лазим. Сабит Абдурахман хәлқимизниң әйнә шундақ әл қәлбиниң төридин орун алған оғланлиримизниң бири.
Мәзкүр мақалини мәрһумниң вапати алдида язған худди бешарәтлик “Хошлишиш” дегән шеири билән йәкүнләшни тоғра көрдүм:
Мән дегән уйғур оғли – Сабит дегән,
Бәхитсиз миллитимниң
ғемин йегән.
Интилдим арминимға йетәлмидим,
Шунчилик қисқа екән өмүр дегән!

От едим ялқунлиған өчтүм әнди,
Һаятлиқ дуниясидин көчтүм әнди.
Самада чақниған юлтуз едим,
Қуюлуп қара йәргә чүштүм әнди.

Мән кәттим түндә аққан
юлтуз болуп,
Вәтән қалди сөйәлмигән
бир қиз болуп.
Арқамда “Уйғурнамә” китап қалди,
Яшиған һаятимдин бир из болуп.

Китавим әлгә сунған
һәдийәм мениң,
Уни оқар әвладим, нәврәм мениң.
Қәбрәмни издимәңлар қара йәрдин,
Хәлқимниң жүригидә
қәбрәм мениң.

Һә, дәвирләр алмишиду, адәмләрму қерийду, дуниядин өтиду. Лекин бизниң Сабит акидәк вәтәнпәрвәр баһадур әҗдатлиримизниң роһи қеримайду, миннәтдар әвлатларниң қәлбидә әбәдий яшайду. Чүнки уларни унтулдуруш тарихниң қолидин кәлмәйду.

Ядикар САБИТОВ.