Или областиқ нахша-уссул, драма өмикиниң қисқичә тарихи

Или областлиқ нахша-уссул,  драма өмикиниң қисқичә тарихи

  Бүгүнки Или уйғур театри һазирғичә бир әсиргә йеқин мусапини бесип өтти. Әлвәттә бу бир парчә мақалә биләнла театрниң һәммә хизмәтлирини сөзләп түгәткили болмайду. Униң үстигә,  театрниң архип матирийаллири мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидә бузғунличиққа учрап йоқап кәткәнликтин әйни йиллардики ишларниң хатирисини һазир бир болған мунасивәтлик кишиләрниң әслимилиригә асасәнла турғузушқа тоғра кәлди. Шуңлашқа бәзи вәқәрләр адәмләрниң толуқ көрситилмәй қелиши йаки вақит вә жәрйанларниң илгири-ахири болуп қелиши тәбиий,  театр тарихиниң кәлгүсидә техиму мукәммәл йезилиши үчүн,  оқуғучиларниң түзитиш вә толуқлаш пикрини беришини қарши алимиз. Бу мақалиниң материйаллирини толуқлашта бир қанчә мунасивәтлик йолдашларниң йардимигә ериштурқ ,  биз уларға рәһмәт ейтимиз.

Или уйғурлириниң нахша- уссул, музика,  драма, сәнити қойуқ миллий хусусийәткә вә өзигә хас йәрлик пураққа егә болуп,  бу сәнъәтни или хәлиқи өзлириниң узақ тарихи әсирләрдин буйанқи әмгәк вә күрәш жәрйанида йаратқан или деһқанлири етизларда орма нахшилирини ейтқан деһқанлар,  чәксиз хорлуқ ичидә ишләватқан һашарчилар,  зулумға қарши көтүрүлуп,  тағу-дәстләрни кезип йүргән исйанчилар(Садир палванға охшаш) өзлириниң муһәббәт-нәпритини қошақ қилип тоқуп,  нахша билән йаңратқан,  һәр хил кәсип билән шуғуллинидиған һүнәрвәнләр ичидин ажайип нахшичилар,  даңлиқ сазәндиләр йетишип чққан,  қараңғу йәр астида ишләватқан хаң ишчилириму хаң нахшилирини ижад қилип,  өзлириниң еғир кәчүрмишлирини сәнъәтниң назүк тиллири арқилиқ байан қилған. Или уйғурлириниң төй-төкүн, һейт-айәм вә башқа миллий байрамлири, һәр йили 4-айда жирғилаң, зайумка қатарлиқ дәрйа йақисидики мәнзилик жайларда өткүзүлидиған дәрйа сәйлиси, 5-айларда болидиған қарийағач мазар сәйлиси,  өрүк пишшиқида Җелилйүзи, Турпанйүзи,  Чулуқай қатарлиқ өрүклүк йезиларға қилинидиған өрүк сәйлиси,  қоғун пишшиқида болидиған қоғун сәйлиси, Қум аршаң сәйлиси вә Ғулҗа шәһириниң һәр қайси ават рәстилиридики чайханиларда болидиған чайхана бәзмилири… Буларниң һәммиси әлнәғмидин айрилмайтти. Или уйғурлириниң нахша-уссул сәнъити әнә ашу сорунларда бейип,  рәтлинип маңған.

   Или йезилиридики әр-айал пота ташлап,  ойнайдиған «Пота уссули», гүл тутуп ойнайдиған «Гүл уссулу» рамзан айлирида ойнилидиған «Гүлдәстә ойуни»,  «Панус ойуни», «Кемә ойуни», барат ейидики түнәк кечилиридә болидиған һәр хил ойунлар,  мәшрәпләрдики гүл чай ойуни һекайә ейтишиш,  бейит ейтишиш, қиззиқчилиқ қилиш,  чақчақлишиш, «Ғерип-Сәнәм», «Таһир-Зөһрә», «Ләйли-Мәжнун», «Гүләмхан»ға охшаш қиссиләрни саз-нахшилар билән байан қилиш мана буларниң һәммиси сәһнә сәнитиниң хәлиқ ичидики чечәкләшкә таййар туған бихлири еди.

  Әйни йиллардики мәшрәп ойнаш иши кино, театр вә башқа мәдәний паалийәтләрниң болмаслиқидәк бошлуқни толдурүрүп,  кишиләрниң мәниви турмушида муһим рол ойниған,  мәшрәпләрдики «30оғул» әдәбийат-сәнъәтниң җәлп қилиш күчи билән тәбиий тәшкилләнгән җамаәт болуп,  улар қийинчилиққа қалғанларға йардәм берип,  той-төкүн,  өлүм –йетимға охшаш ишларни қолму-қол үзитиш,  иҗтимаий әхлаққа зит иш қилғанларға җаза беришкә охшаш ишларни биҗирип,  адәмләрниң иттипақлиқ вә җамаәтчилик көз қаришини күчәйткән. Мәшрәп хәлиқниң сәнъәткә болған тәшналиқини қандурған. Кишиләрниң гүзәлликкә болған сезимини урғитип,  уларни мәнивий жәһәттин тәрбийлигән,  йашларни әдәп-әхлаққа үгәткән,  шуңа хәлиқ арисида «балаңни мәктәпкә бәр, болмиса мәшрәпкә бәр»дегән мақал тарқалған.

1934-йили Ғулжида «Уйғур мәдәний маарип ақартиш уйушмиси» қурулуп,  униң тармиқида санаийнәписә(сәнъәт өмәк) тәшкил қилинди,  әйни вақиттики җәмийәттә  тәсири бар, тәрәққипәрвәр затлар вә илғар зийалийларниң актип күч чиқириши билән қисқиғинә вақит ичидә санаийнәписәниң әтрапиға нурғун қабилийәтлик кишиләр топланди.

  Санаийнәписәниң әйни йиллардики тәшкилатчилириниң бири шаир вә артис Қасимжан Қәмбири иди,  өмәкниң тунжи режиссори қабил артис Җалалидин Йәһйари еди. Даңлиқ чалғучи Рози тәмбур өмәкниң музика ишлириға йетәкчилик қилған,  санаийнәписә тәркибидә көзгә көрүнгән сәнъәтчиләрдин Һасан тәмбур,  атақлиқ драма артиси вә чалғучи Давут Насир,  Һүсийин тәмбур,  устаз скрипкичи Сәйдулла Рәхмитулла ижадийәтчи вә сазчи Абдунәби Манайоф, ғежәкчи Тийип Ахон, чалғучи Нурмуһәммәт Насир,  тәмбурчи Мәттаһир Һәсән, Зикри Әлпәтта,  Һепиз Дөләт, Турсун Тийип,  артист Абдувәли Җаруллайоф қатарлиқ кишиләр бар еди.

  У йилларда йәнә уйғур уйушмиси билән санаийнәписәниң йетәкчиликидә Ғулҗа шәһириниң һәр қайси мәһәллиридики мәктәпләрни асас қилип, сәнъәт кружоклири тәшкил қилинған еди. Һәрәмбағ Дамолла Разииев намидики мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 9-башланғуч мәктәп) кружокта дутарчи Савуткам Идик,  сазәндә Турсунжан молдуз, дутарчи Йақуп Зәңги,  тәмбурчи Исһақкам, тәмбурчи Әйсакам қатарлиқ сәнъәтчиләр болған,  Қарадөң «йардәм»мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 14-оттура мәктәп) кружокида Қасимжан Қәмбири, сатарчи Һейт Қари,  атақлиқ сазәндә Исмайил Дараза,  машинчи Ибраһим әпәнди қатарлиқ кишиләр ишлигән еди. Таалийә мәктәптики(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 4-башланғуч мәктәп)кружокта чалғучи Султан Мурат қатарлиқ сәнъәтчиләр йетәкчилик қилған,  қазанчи айхан мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 4-башланғуч мәктәпниң шобиси) кружокта атақлиқ сазәндә Һезим Молла,  Мусажан Рози,  Махмут Чаң,  Абдуреһим Абдулла,  Йүсүпжан Сиққа охшаш кишиләр паалийәт елип барған,  шәһәр ичи Или мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 3-башланғуч мәктәп) кружокта Зикри Әлпәтта, Әмәтхан Барат қатарлиқ сәнъәтчиләр йетәкчилик қилған,  өзбик «нәмунә» мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 5-оттура мәктәп) кружокта атақлиқ шаир вә хәлиқ нәғмичиси Нәсурулла Қари(Пәрһәти), Сәид Турсун, Һебибуллам,  йазғучи Хәмид Сәиди қатарлиқ кишиләр ишлигән. Нағричи ханиқа мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 19-башланғуч мәктәп) кружокта Рози Тәмбур Ғопур Йүсүп(диңхоло), тәмбурчи Турусун Сәләй, артист Ғопур Насири, маарипчи Абдусалам Әсқәри әпәнди қатарлиқ кишиләр йетәкчилик қилған. Шәриқ мәктәптики (һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 11-башланғуч мәктәп) кружокта скрипкичи Сәйдулла Рәхмитулла, Һүсийин Тәмбур қатарлиқ кишиләр ишлигән. Үч дәрваза Һүсәйинә мәктәптики(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 2-оттура «үмид» мәктәп) кружокта тәмбурчи Мәттаһир Һәсән, Сидиқжан қатарлиқ кишиләр болған. Булардин башқа Сүйдүңдә Абдуреһим чаң,  тәмбурчи Тохти Чоқйар, сатарчи Савут Сатирачқа охшаш хәлиқ сәнъәтчилири атақлиқ тәмбурчи Йақупжан Зәргар, Нийаз дутар қатарлиқ кишиләр тонулған.

1934-йиллири Ғулҗа шәһиридә техи клуб йоқ еди,  санаийнәнәписә таййарлиған ойунлирини Ваң Қадирниң беғи(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик хәлиқ бағчиси),  Һүсәйнийә мәктәп,  Шәнгән бағ(һазирқи ишчилар клубиниң орни), Гүлшәнбағ(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 14-оттура мәктәпниң йенида), Айдөң мәктәп(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 10-башланғуч мәктәп) ханиқа мәктәп, Таалийә мәктәп,  Йардәм мәктәп қатарлиқ орунларда сәһнә йасап ойниған,  һәр йили апрел байрамлирида болса Алтунлуқтики таллиқта сәһнә йасап ойуп көрситәтти.

  Санаийнәписә тәркибидики кишиләр хизмәтчи, маарипчи,  һүнәрвән тиҗарәтчи қатарлиқ һәр сәһә-һәр кәсиптикиләрдин тәшкилләнгән болуп,  өмәкниң мәмури хизмәтчилирини һесабқа алмиғанда,  қалғанларниң һәммиси дегүдәк мааш алмайти, улар күндүзлири өзлириниң иш-оқитини қилип,  кечилири ойун қойуш йаки ойун тәййарлаш ишлириға ихтийарий келип қатнишатти,  турмушта башқа кирими йоқ,  қийнчилиқ бар сәнъәтчиләргә ойун қойуп тапқан пулдин йаки уйғур уйушмисиниң башқа киримлиридин аз-тола йардәм қилинатти,  у чағда артистларниң кийим-кечәклири вә сәһнигә лазимлиқ бойумлар көпинчә,  байларниң өйлиридин сөдигәрләрниң дуканлиридин арийәт елип келинәтти йаки сәнъәтчиләр өзлири һәл қилишқа мәжбур болатти, түнжи қетим тәшкилләнгән бу сәнъәт өмәктә әнә шундақ қийинчилиқларниң болушиға қаримай,  әйни йиллардики сәнъәт ишлири хелила жушқун раважланди,  хәлиқниң қоллиши күчлүк, қатнашқучиларниң қизғинлиқи үстүн болди.

  Санаийнәписә дәсләптә хәлиқ нахша-сазлири, уссул, ләпәр вә шу чағдики артист һәм йазғучилар өзлири ижад қилған номурлар,  жәмийәттики илләтләрни паш қилидиған кичик комедийләрни ойниди,  кейин кичик сәһнә китаблири мәсилән: коллектип ишлигән «Қанлиқ дағ» «Йитимлар һали», «Хийалий тивип», Сүйдүңлүк бир аптур йазған «Әмәтбәг», кә охшаш әсәрләр ойналди. 1935-йилларға кәлгәндә, шу чағдики дамолла жаллайниң өйидә(һазирқи областлиқ хәлиқ дохтурханисиниң орни)гогүлниң«өйлиниши»драмиси, «ичкилик нәтижиси»қатарлиқ әсәрләр көрситилди.

   1936-йилларға кәлгәндә, сәнъәт ишлири йәниму бир қәдәр йүксилишкә қәдәм қойди,  шу йилниң ахирида «Милләтләр кулуби» пүтүп, чоң типтики сәһнә әсәрлирини ойнашқа имкан йаритилди. Санаийнқәписә «Қанлиқ дағ», «Аршин мал алан» қатарлиқ китабларни, коллектип рәтләп сәһниләштүргән «Ғериб-Сәнәм», «Пәрһат-Шерин», «Нозүгүм» қатарлиқ опералиқ сәһнә әсәрлирини муваппиқийәтлик ойнап чиқти.

Әдәбийат-сәнъәт ишиниң күндин – күнгә раважлинип, хәлиқниң ойғинишиниң күчийиши сахта ниқабқа оринивалған Шиң Шисәй һөкүмитини әндишигә салмай қалмиди. 1937-йилиниң ахирлириға кәлгәндә, Шиң Шисәй һөкүмити йоқ баһаниларни ойдуруп чиқип,  өктәмлик билән «Милләтләр кулуби»ни мусадир қилип тартивалди, бу иш амминиң күчлүк наразилиқини қозғиди. Хәлиқниң қаттиқ тәләп қойуши билән һөкүмәт даирлири кулубни қайтуруп беришкә ахир қетилған болсиму: «Силәргә кулуп керәк болса сетип елиңлар» дәп йолсизлиқ билән йуқири баһа қойуп туривалди. Нәтиҗидә уйғур, қазақ, қирғиз уйушмилири бирлишип пул чиқирип кулубни қайтурувалди. Шуниңдин башлап «Милләтләр кулуби»ниң нами «уйғур, қазақ, қирғиз кулуби»(у, қа, қ)ға өзгәртилди.

   1937-йилидин башлап атақлиқ йазғучи Зунун Қадири санаийнәписәниң хизмәтлиригә қатнишип тәсир көрсәтти. У режиссорлуқ, декратсийә ишләш ишлириға йардәмләшти, «Ғерип-Сәнәм» опирасини толуқлап ишләш ишлириға йетәкчилик қилип,  өзи ролларға чиқти. Шу йилларда йәнә шаир Әнвәр Насири санаийнәписәниң һәйәт әзаси болуп ишләп, өмәк ичидә қираәтхана тәшкилләп, ижадийәт ишлирини илгири сүрди. Шаир Нур Бусақупму санаийнәписәниң хизмәтлиригә актип йардәмләшти вә ролларда болди.

   1930-йилларниң ахири, 1940-йилларниң башлириға кәлгәндә, Ғулжида «у, қа, қ кулуби»дин башқа йәнә «рос кулуби»(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик сода-санаәт банкисиниң йенида иди)«хәнзу кулуби»(хәнзу базирида), «өзбик кулуби»(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 5-оттура мәктәпниң ичидә еди, кейин от кәткән), «татар кулуби»(һазирқи Ғулҗа шәһәрлик 6-башланғуч мәктәпниң ичидә еди)болуп, җәмий бәш кулуб барлиққа кәлди. Бу йилларда «Анархан», Зунун Қадири йазған «Шаһи Әлқәм» қатарлиқ әсәрләр ойналди. Шу йилларда ойналған «Ғерип-Сәнәм» тоққуз пәрдә 10 көрүнүшлүк болуп,  икки кечә ойнилатти, дәсләптә техи феодаллиқ көз қарашниң күчлүк болуши сәвәбидин айаллар кечиси ойун көрүшкә келәлмәйтти. Артистлар бәзидә кәчлик әрләргә ойун қойса, күндүзи айалларға ойун көрситәтти.

   Әйни йиллардики шараитта,  айал артистларниң сәһнидә рол елишиму бир инқилабий бурулуш еди. Дәсләптә айалларниң ролини әрләр ойналдиған иш болатти. Илғар зийалийлар вә сәнъәтчиләр алди билән өз айаллирини сәһнигә чиқишқа дәвәт қилған. Мәсилән: Қасимжан Қәмбириниң айали Разийә(татар), айаллар ичидин тунҗи ролға чиққучилардин еди. Униңдин кейин Гүлсүм, Пәридә ханим(татар), Шакура(татар) Сәлимә Зайнавудин, Һәжәр ханим, Туран ханим, Хәдичә Баги(хуйзу), Данахан, Султанқиз, Алтунхан, Аминә Қадир қатарлиқ артистлар арқа-арқидин сәһнигә чиқти.

   У чағларда,  сәһнә  җаһазлири дегәндәк илғар болмиғанлиқтин сәһнә қураштуруш ишлирида көп қейинчилиқлар бар еди. Ойунниң пәрдә арлиқилирида декоратсийиләрни орунлаштуруп болғичә йерим саәттин ошуқ вақит кетәтти, бу чағда Һасан тәмбур, Рози тәмбур қатарлиқ атақлиқ сазандиләр вә Ақ Тейип һаҗи,  Абдул Чүкчүк қатарлиқ хәлиқ нахшичилириниң йетәкчиликидә музика гурупписи бир йүрүш хәлиқ нахшилири вә аһаңларни орундап, тамашибинларни миликә қилип туратти. Әйни йиллардики сәһнә қураштуруш ишида рәссам Аблизхан Мәсүм, Ислам йағаччиниң оғли Ибраһим вә Исмайил акилар көп әҗиз сиңдүргән. Улар тунҗи сәһнә лайиһилигүчиләр һесаблиниду. Сатирач Һезим ака санаийнәписәниң шу чағдики тунҗи гиримчиклиридин еди. Тиришчан хизмәтчи Шамахон Авут һаҗи,  Аблиз Аббасоф, Йасин ахонлар сәһнигә лазимлиқ нәрсиләрни арийәт елип келиш вә сәнъәт өмәк учриған башқа маддий қийинчилиқларни һәл қилиш ишида көп тәр төккән.

   1940-йилиниң башлиридин башлап, Шиң Шисәй өзиниң сахта ниқабини йиртип ташлап, ашкарә һалда хәлиққә қарши мәйданға өтти.Һәр хил баһанилар билән тәсири бар затларни,  илғар зийалийларни туркүмләп турмигә ташлап, зийанкәшлик қилишқа башлиди. Уйғур уйушмисиниң мәсоллиридин Мәһәммәт Йүсүп һаҗи,  Султанахон,  Әмәтхан Рози қатарлиқ кишиләр, санаийнәписә мәсоллиридин Қасимжан Қәмбири қатарлиқ сәнъәтчиләр қолға елинди.сәнъәтчиләрниң репитисийә вә ойун қойуш ишлирини һөкүмәт сақчилиридин әвәтилгән кишиләр назарәт қилип, бир қисим илғар мәзмундики ойунлар чәкләнди.

   Лекин, зораван күчләрниң қарсилиқиға қаримай, хәлиқниң сәнъәт ишида илгирләшләр болди,  1940-йилларниң башлирида Лутпулла Мутәллипниң «Самсақ акаң қайнайду», «Борандин кейинки аптап», «Күрәш қизи», «Чимән билән палван» қатарлиқ әсәрлири, Абдукерим Аббасов қатарлиқ кишиләр тәрҗимә қилған «Җоңгода партизанлар қурулуши», «Өз муһит» қатарлиқ әсәрләр, Зунун Қадириниң «Ғунчәм» драмиси, «Бай вә Малай», «Перихон», «Йүсүп Әхмәт», «Рабийә-Сәидин», «Шаңхәй кечиси» гә охшаш сәһнә китаблири ойналди. Бу әсәрләрниң бир қисми пак муһәббәтни,  никаһ әркинликини,  вәтәнпәрвәрликни тәшвиқ қилса,  йәнә бир қисми езиш-езилиш, қаттиқ синипий зулумниң маһийитини ечип ташлап, хәлиқни ойғитиш вә тәрбийләштә ғайәт зор рол ойниған.

   Бу йәрдә, санаийнәписәниң шу йиллардики өмәк башлиқи Мәмтимин Хәлпатһаҗини тилға елип өтүп кетишкә тегишлик, атақлиқ тәшкилатчи Мәмтимин Хәлпәтһаҗи 1937-йилидин 1944-йилиғичә болған арилқта санаийнәписәниң мәсоллуқ хизмәтлирини өз үстигә елип, сәнъәтчиләрни тәшкиләш, сәнъәт ишини уйуштуруш хизмәтлирини биҗанидиллиқ билән артқузуп, санаийнәписә хизмәтлириниң йүксилишигә тегишлик һәссисни қошқан.

   Шу йилларда, атақлиқ музикант Зикри Әлпәтта «Рухсар муқами»ниң асасий гәвдисини ишләп чиқип, муқам аһаңлирини бейитишта көрүнәрлик төһпә йаратти. У, бу аһаңларни әйни йилларда ойниливатқан, «Ғерип-Сәнәм» операсиға селип, сәһнини җанландурди. Шу чағларда йәнә чалғучи вә артис Зордун Нусрәт(шибә) сәһнә әсәрлиридә рол елиш билән биргә йәнә «Анархан» музикисини иҗад қилди. Чалғучи вә артис Аблаханму муһим ролларға чиқти. Қасим ахон маружничи билән Халиқ ахунлар «Қара йорға» уссуллуқ нахшисини иҗад қилип,  өзлири ойнап чиқти. Улар йәнә «Хораз соқуштуруш» қатарлиқ күлкилик комидийиләрни ишләп ойниди. Артис вә қизиқчи Әзәм Мирәлиму шу йилларда кишиләргә тонулди. 

   1944-йили нойабирда Үч вилайәт инқилаби партилиди. Инқилаб мәзгилидә санаийнәписәниң иши вақтинчә тохтап, көп сандики сәнъәтчиләр инқилабий паалийәтләргә қатнашти. Үч вилайәт инқилаби үч вилайәт даирисидә ғәлбә қилғандин кейин, бу районларда әдәбийат-сәнъәт ишлири раважлинишға йәниму кәң йол ечилди.

   1946-йили Үч вилайәт инқилаби вақитлиқ һөкүмити бурун сәнъәт саһәсидә ишлигән, көзгә көрүнгән сәнъәтчиләрниң һәммисини һәр қайси орунлардин қайтуруп келип, санаийнәписәни қайта тәшкиллиди. Үч вилайәт инқилабиниң алди-кәйнидә, башқа қериндаш милләтләрниң әдәбийат-сәнъәт ишлиридиму көзгә көрүнәрлик җанлиниш болуп, көп милләтлик бу сәнъәт өз-ара бир-биригә түрткә болған еди. Мәсилән: Шу йилларда мәрһум Исһақбекниң күч чиқириши билән қазақ сәнити ишлирида көп илгирләшләр болуп, қазақчә бир нәччә китаблар сәһнидә ойналди. Шу йилларда Рәимитулла, Қурманали қатарлиқ илғар пикирлик қазақ зийалийлири бу ишқа йардәмдә болди. Бу қетим санаийнәписә қайта тәшкилләнгәндә қазақ, өзбек, татар,  шибәгә охшаш һәр милләт артистлириму бу сәпкә қетилип, санаийнәписәниң исми һәр милләт сәнъәтчилириниң иттипақлиқини гәвдиләндүрүп, исми-җисмиға лайиқ «Иттпақ театри» болди. сәнъәтчиләрниң һәммиси рәсмий маашлиқ болуп, сәнъәт җаһазлири толуқланди. Сәһнә материйаллирини арийәт елип келидиған ишларға хатимә берилди.

   Гоминдаң әксийәтчи һөкүмити Үч вилайәт инқилаби һөкүмити билән түзгән 11 маддилиқ бетимни бузғандин кейин,  Үрүмчидики илғар зийалий вә сәнъәтчиләр еғир бесимға учриди. Шу чағда Әхмәтқан Қасими, Сиржидин Зәпәр, Абдугүл, Һөрийәт, Абдукерим Рази, Һөрнийазхан, Әзизәм қатарлиқ сәнъәтчиләрни Үрүмчидин Үч вилайәткә җәлп қилип әкилип «Иттипақ театри» ни күчәйтти.

   Бу йилларда, музика, нахша-уссулларда көплигән йеңилиқлар барлиққа келип, инқилабий мәзмун алди. Театр һал сораш өмики тәшкилләп, Бортала, Җиң, Кәңсай, Шихо, Манас қатарлиқ орунларға берип, үч вилайәт жәңчи-офитсерлиридин һал сорап ойун қойди. Шу йилларда Нимшеһитниң «Ләйли-Мәҗнун» әсири вә «Ғерип-Сәнәм», «Қанлиқ дағ», «Ғунчәм», «Гүлниса», «Бай вә Малай», «Аршин мал алан» қатарлиқ әсәрләр ойналди. Қазақчә«Бо йигит», «Қалиң мал», «Қиз жибәк», «Шуға», «Ертарғин» қатарлиқ әсәрләр ойналди. Мушу йилларда Кивир Ннийаз, Елахон Һәмрайев қатарлиқ кишиләр театрниң мәсол хизмәтлиридә болди. Әлқәм Әхтәм, Тийипжан Елийев қатарлиқ йаш шаирларму театр хизмәтлиригә йардәм қилди.

   1949-йили вәтинимиздә азадлиқ теңи атти. «Иттипақ театри» дики һәр милләт сәнъәтчилири хәлиқ азадлиқ армийисини Манасқичә алдиға чиқип қарши алди,  жоңго коммунистик партийисиниң тоғра миллий сийасити вә әдәбийат-сәнъәт йөнилишиниң нури астида һәр милләт хәлиқиниң мәдәний-маарип ишлири жуш уруп раважланди.

   Азадлиқтин кейин, «Иттипақ театри» рәсмий дөләт игиликидики театр қилип қурулди. Илгири үч вилайәт миллий армийисиниң һәр қайси қисимлири ичидә сәнъәт гуруппилири бар еди. Азадлиқтин кейин,  бу кичик гуруппилар бирләштүрүлүп «Һәрбий район сәнъәт өмики»(5-корбус сәнъәт өмики)тәшкилләнди. Шәһәрләрдин йезиларғичә мәктәп вә мәһәллиләргичә болған орунларда сәнъәт куржуклири тәшкиллинип, әдәбийат-сәнъәт ишида қайнам-ташқинлиқ кәйпийат барлиққа кәлди, театр сепигә йеңи-йеңи күчләр келип қошулди. сәнъәт өмики әйни йиллардики «йәр ижарисини кемәйтип, зомигәрләргә қарши туруш», «йәр ислаһати»ға охшаш ижтимаий һәрикәтләргә маслишип, жайларға берип ойун көрсәтти. «Азад заман», «Ашу бағ», «Ишлә ишчан деһқанлар» қатарлиқ йеңи мәзмундики нахшилар иҗад қилинди. «Қанлиқ дағ», «Ғунчәм», «Гүлниса», Манап Қадириниң «Зомигәрләр хәлиқ қолида»дегән драммиси қатарлиқ сәһнә әсәрлири ойналди.

   1951-йили Үрүмчидә «Он икки муқам»ни симға елиш хизмитини башлиғанда, пишқәдәм муқамчи Турди Ахун ака вә униң оғли Һошур Ахунлар билән биллә,  Илиниң сәнъәт ишлириға зор төһпә қошқан Рози Тәмбур,  Абдувәли Җаруллайупларму бу хизмәткә актип қатнишип, муқам вә хәлиқ нахша-сазлирини рәтләш ишида тегишлик төһпә қошти.

   1952-йили,  бир бөлүм көзгә көрүнгән сәнъәтчиләр шу чағда тәшкилләнгән һал сораш өмики билән биллә Чавшийәнгә берип, алдинқи сәптики, Америка җаһангирликигә қарши күрәш қиливатқан офитсер-җәңчиләрдин һал сорап, Җоңго-Чавшийән күрәшчан қисимлириға Или хәлқиниң салимини йәткүзди.

   1954-йили Или қазақ аптоном области қурулуп, Үрүмчи, Алтай, Чөчәк, Ғулҗа қатарлиқ орунлардики қазақ сәнъәтчилириниң қатнишиши билән «Иттипақ театри», «Областлиқ сәнъәт өмики»гә өзгәртилди. Бу йилларда «Ғунчәм», «Аршин мал алан», «Гүлниса» қатарлиқ сәһнә әсәрлири вә һәр қайси милләтләрниң консертлири ойналди. 1956-йили бир қисим атақлиқ сәнъәтчиләр Аптоном район тәшкиллигән сәнъәт өмәк билән биллә Оттура Асийаға чиқип, йеңи Җоңгодики һәр милләт хәлиқиниң сәнитини дунйаға намайан қилди.

  1966-йилиғичә болған арилиқта «Областлиқ сәнъәт өмики» «Ғунчәм», «Анархан», «Салиқа-Сәмән», «Таңдики чечәк», «Сирлиқ пүркәнҗә», «Хуш кәпсиз меһман», «Мав Җушиға әгишип», «Тамиғини тартивелиш», «Тамни өрүп қуда болуш» қатарлиқ 20гә йеқин сәһнә әсәрлирини ойниди. Буниң ичидә «Тамни өрүп қуда болуш» драмиси 1964-йили Аптоном районимиз бойичә өткүзүлгән драма көрикидә биринчи болуп мукапатланди.

   «Мәдәнийәт зор инқилаби» йиллириға кәлгәндә, барлиқ сәнъәт бағчилириға охшаш или театриму зор вәйранчилиққа учриди. Театрниң 30 нәччә йиллиқ архип материйаллири вә нурғун сәнъәт бойумлири булап кетилди. Көйдүрүветилди. Абдувәли Җаруллайоп, Султан Мижит, Липбек, Байахонға охшаш пишқәдәм сәнъәтчиләр вә азадлиқтин кейин, партийә тәрбийиси арқисида йетишип чиққан талантлиқ режиссор Мухтәр Абдурахманға охшаш йолдашларға «Сериқ нахшиниң пири», «шийужиңжуйичи» (ревизионизмчи), «нәқ әксилинқилабчи» дегәндәк хилму-хил қалпақлар кийдүрүлди. Балайи-апәтлик шу 10 йил ичидә нурғун сәнъәтчиләр қаттиқ зийанкәшликкә йолуқти, сәнъәт ишлири бузғунчилиққа учриди.

  Лин Бийав вә «Төт кишлик гуруһ» ағдурулғандин кейин, партийимизниң тоғра әдәбийат-сәнъәт сийаситиниң йолға қойулуши билән сәнъәт ишлири йәнә тездин әслигә кәлди. Сәнъәт өмики лин бийав «Төт кишлик гуруһ»ниң  әпти-бәшрисини паш қилидиған «Ерән йопурмиқи қизарған чағда», «Тимтас әмәс бу макан»ға охшаш сәһнә әсәрлирини ойнап чиқти, театр «Төт кишлик гуруһ» ағдурулғандин кейин, драматорг Зунун Қадириниң «Ғунчәм» драмисини Аптонум район бойичә биринчи болуп сәһнигә елип чиқип,  амминиң қизғин алқишиға еришти. 1976-йилдин 1980-йилғичә болған арилқта сәнъәт өмики чәтәл меһманлириға көп қетим ойун көрситип, йахши баһаға еришти, өмәк тәркибидики һәр милләт артистлири бир қанчә киноларда мувәппәқийәтлик һалда рол алди, Байахон, Саасәт, Камал Ишкибай, Әмина, Шәмши Әмәм, Әнмий, Таш қатарлиқ мунәввәр сәнъәтчиләр чәт мәмликәтлиригә чиқип ойун көрситип паалийәтлиригә шәрәп билән қатнашти.

   1979-йили Бейжиңда өткүзүлгән дөлитимиз қурулғанлиқиниң 30 йиллиқини тәбрикләш сәнъәт көрикидә Камал Ишкибайниң нахшилири, «Бизниң турмушимиз балдинму татлиқ», «Сайра думбура», «Қарамай» қатарлиқ номурлар йахши баһаға еришти.

   1980-йили Аптоном район вә мәркәздә өткүзүлгән аз санлиқ милләтләр сәнъәт көрикидә областимиз сәнъәт өмикидин қатнаштурулған «Қоңғурақлиқ қоза», «Оғлақ тартиш», «Айгүләк» қатарлиқ номурлар мукапатланди. «Или сәними», «Садақ уссули» қатарлиқ номурлар йахши дәп тилға елинди.

  «Или областлиқ сәнъәт өмики» 1981-йили иҗадийәтни чиң тутуп, мәшиқни күчәйтип, артистларниң кәспий иқтидарини өстүрүп,  хәлиққә көрситидиған ойунларниң сүпитини көтиришкә бәл бағлиди. Улар шу йили мәдәнийәт министирлики билән Аптоном районлуқ мәдәнийәт идарисиниң орунлаштурушиға асасән, шәрқий-шимал үч өлкини айлинип ойун қойуп «Айгүләк», «Или сәними» қатарлиқ 25 талланған һәр милләт номурлирини көрсәтти вә җайларниң тәҗрибилирини өгәнмәкчи болди. Шу йили «Сәлиқә-Сәмән», «Тамни өруп қуда болуш» қатарлиқ драммиларни қайта ишләп, сәһнигә елип чиқти.

   Сәнъәт өмики шу йили йәнә хәлиқ нахша-музикилирини йиғиш-рәтләш хизмитини ишләшни планға киргүзүп ишлиди. Сәнъәтниң булиқи болған Или районида хәлиқ нахша-сазлирини йиғиш-рәтләш хизмитиниң кечиктүрүлмәй, вақтида ишлиниши интайин муһим әһмийәткә егә. Театр дәсләпки қәдәмдә атақлиқ хәлиқ нахшичиси вә драма артист Абдувәли Җаруллайоп ейтип келиватқан икки йүздин артуқ нахшини, Султан Мәҗитниң өләңлири вә музикант Ашимниң күйлирини рәтләп үнгә алди.

   Санаийнәписә қурулуп һазирғичә (мәзкүр мақалә йезилған 1981-йилиғичә болған вақит көздә тутулди. Муһәррирдин изаһ) болған йерим әсиргә йеқин вақитни әслисәк, Или уйғур театри өз тарихида аҗайип сәһипиләрни қалдурди. Бу сәнъәт очиқи пишқәдәм хәлиқ сәнъәтчилириниң күч чиқириши билән нурғунлиған йеңи сәнъәт хадимлирини йетиштуруп пүтүн уйғур һазирқи заман нахша-уссул, драма сәнъитигә күчлүк тәсир көрсәтти. Илида демократик күчләрниң ойғинишиниң балдур болуши вә жоңго инқилабиниң бир қисми болған Үч вилайәт инқилабиниң Или районида ғәлибә қилип, сәнъәт ишлириниң тосқунлуққа учримай раважлинишиға шараит йаритип бериш сәвәби билән Илида сәнә сәнъитиниң тәрәққийати Шинжаңниң башқа орунлириға нисбәтән илгирәрәк болди. Шуңа, у әйни йилларда башқа орунларниң сәнъәт ишлириға нисбәтән түрткилик рол ойниди. Санаийнәписәдә хизмәт қилғучи мәттаһир һәсән,  сәйдуллам рәимитулла,  исмайилжан,  мәруп насируп қатарлиқ сәнъәтчиләр 1939-йилила Үрүмчи театриға берип, музика ишлириға йетәкчилик қилип, тәсир көрсәткән еди. 1942-йиллири Абдувәли Җаруллайоп Үрүмчигә барғанда Зикри Әлпәтта ишлигән «Рухсари муқами»ниң аһаңлирини шу чағда Үрүмчи сәһнилиридә ойниливатқан «Ғерип-Сәнәм» әсиригә селип, өзи ролларға чиқип, Үрүмчи сәһнилиридә йеңилиқ вә җанлиниш пәйда қилған еди.

   Әйни йилларда Или театр саһәсигә арилашқан Қасимжан Қәмбири, Мәмтимин Хәлпәтһаҗи,  Аблимит Мәхсутуп,  Савданоп Заһир,  Йасин Зудабәрди қатарлиқ илғар зийалийлар кейинки чағларда җайларниң әдәбийат-сәнъәт хизмәтлирини илгири сүрүштә өз тәсирлирини көрсәтти. Кейинчә мәркәз вә Аптоном районлуқ һәр қайси сәнъәт тәшкилатлирида ишлигән Зикри Әлпәтта,  Һүсәнжан Җами, Мусаҗан Рози, Паша Ешан, Аблизхан Мамут, Қурбан Өмәр, Ғийасидин Барат, Абликим Абдулла, Абдугүл, Абдукерәш Ели, Ханқиз Һәмра, Сиражидин Исраил, Шәрби, Османҗан, Зөһрә Шахмайува, Һөрийәт, Айшәм, Ибраһим қатарлиқ тәсири бар сәнъәтчиләрни Или театри өз қойнида тәрбийләп йетиштүргән еди. Или театри бу төһпилири билән пәхирлинишкә һәқлиқ…

Мәнбә: © http://www.tiyater.com/mazmunshow.aspx?id=67   

Транслит и правка текста: Амрақ-ئامراق