А Х Б А Р А Т Н А М Ә

RFA, WUC, BBC, CNN, Аzattyq, Шинхуа, Тәңритағ ахбарат органлириниң учурлиридин.
Мавзу: Дунйа Уйғур Қурултийиниң (ДУҚ) вә башқа тәшкилатларниң 2019-йили ийул ейидики паалийәтлири.

1. Ийул ейидики хәлқара вәзийәт контекистидики Уйғур мәсилиси вә Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) омумий әһвал.

Ийул ейида Хитай билән Америка арисидики сода-тиҗарәт урушиниң давамлишиши вә Иран мәсилиси — хәлқара вәзийәтниң әң тәшвишлик нуқтиси болди. Бу вәзийәтниң тәрәққийатидин кәлгүсидә Уйғур мәсилисигә пайдилиқ йеңи пурсәтләрниң мәйданға чиқиш еһтимали бар. Америка башлиқ Ғәрб дөләтлириниң һөкүмәт әмәлдарлири, парламент әзалири, хәлқара инсан һоқуқи тәшкилатлири, аммивий ахбарат васитилири (ААВ) Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) инсан һоқуқи вәзийити, җаза лагерлири тоғрилиқ тәклипләрни, байанатларни, хәвәрләрни елан қилишни вә һәрхил шәкилдики сорунларни тәшкилләшни давамлаштурди. Мәсилән:

5-ийул күни Америка Дөләт Мәҗлиси (Конгресси) әзалири Җеймис Мәкговрен вә Марко Рубийо Хитайниң Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) йуқири технилогийилик тәқиб системисигә вә җаза лагерлириға қарши җиддий тәдбирләрниң елиниши керәклиги һәққидә Байанат елан қилди. Улар Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң инсан һоқуқи вә әркинликигә қарита йүргүзүватқан дәпсәндичиликлири тилға алған вә униң узаққа созулған бир бастуруш икәнликини тәкитлиди. Бу атақлиқ конгрессменлар Байанатта бу хилдики инсанийәткә қарши җинайәт қиливатқан Хитай әмәлдарлири үчүн җаза қоллиниш һәққидики чақириқ қилди (RFA (ӘАР), 05.07.19).

8-ийул күни Америка Ташқи ишлар министири (ТИМ) Майк Помпейо ахбарат елан қилиш йиғинида ТИМ да йеңи «Ваз кечишкә болмайдиған һоқуқлар комитети» қурулғанлиқини җакарлиди. У сөзидә Трамп һөкүмитиниң түп принсипи болған инсан һоқуқи вә асасий қанунға тайанған бир һөкүмәт болуш асасида инсан әркинликини ташқи сийасәттә биринчи орунға қойидиғанлиқини тәкитлиди (RFA (ӘАР), 09.07.19). Әң муһими, Америка һөкүмитиниң қайтидин инсан һоқуқи вә униң әркинлики принсипини өзиниң ташқи сийаситиниң мәркизигә қойушни қарар қилишидур, буниң ақивити Уйғур мәсилисигә зор пайда әкилиду.

10-ийул күни Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң (БДТ) Инсан һоқуқи кеңишигә (ИҺК) әза 22 дөләт имза қойуп Байанат елан қилди. Униңда улар Хитай һөкүмитини Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа түрк-мусулманларни нишан қилған зор көләмлик тутқун вә зийанкәшлик қилмишлирини дәрһал тохтитишқа чақирди. Байанат елан қилған дөләтләр: Австралийә, Австрийә, Белгийә, Канада, Данийә, Естонийә, Финландийә, Фирансийә, Германийә, Голландийә, Испанийә, Исландийә, Иреландийә, Йапонийә, Латвийә, Литва, Лийуксембург, Йеңи Зеландийә, Норвегийә, Шиветсийә, Шивейитсарийә вә Әнглийә қатарлиқлар (RFA (ӘАР), 11.07.19). Миң әпсус, бу тизимда бирму ислам йаки түрк дөлити йоқ. Амма муһими, 2018-йили елан қилинған байанатқа 12 дөләт имза қойған болса, әмди 22 дөләт. Бу ДУҚ вә башқа тәшкилат рәһбәрлириниң БДТ ниң Җәнвәдики ИҺК да елип барған системилиқ паалийәтлириниң нәтиҗисидур вә зор әһмийәткә игә утуқидур. Әмди ДУҚ билән зич һәмкарлишиватақан Шәрқий Түркистан маарип вә һәмкарлишиш җәмийити (ШТМҺҖ), Шәрқий Түркистан Өлималар бирлики (ШТӨБ) қатарлиқ тәшкилатларға қетирқинип вә пиланлиқ рәвиштә мусулман дөләтлири билән паалийәт елип бериш тәхирсиз муһим вәзипигә айланмақта.

12-ийул күни, тәңдиши йоқ сийасий һелигәр вә иғвагәр Бейҗиңниң күчлүк һайдақчилиқ, түрткилиқ қилишиниң ақиветидин, 37 дөләт имза қойған бир хәтни БДТ ға йоллиған. Бу хәттә улар Хитайниң Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) тутқан қаттиқ қол сийасәтлирини қоллайдиғанлиқини ипадә қилған. Әнглийәниң Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур хәттә «террорлуқ вә радикаллиқниң ғайәт зор тәһдитигә учриған Хитай, Шинҗаңда террорлуққа қарши туруш вә радикаллиқни түгитиш йолида кәспий маһарәт бойичә тәрбийәләш қатарлиқ бир қатар тәдбирләрни алди» дейилгән. Хәтни имзалиған дөләтләр: Русийә, Шималий Корейә, Сәуди Әрәбистан, Сүрийә, Пакистан, Түркмәнистан, Таҗикистан, Оман, Кувәйт, Қатар, Әрәб Бирләшмә Хәлипилики, Бәһрәйн, Венесуила, Куба, Беларусийә, Бирма, Филиппин вә бир қатар Африқа дөләтлири (RFA (ӘАР), 15.07.19). 
Хәлқара Инсан һоқуқини көзитиш тәшкилати (HRW) Байанат елан қилип, Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 14 мусулман дөлитини Хитайни қоллап имза қойушини қаттиқ әйиблиди. CNN Телевизийәсиниң 17-ийулдики хәвиридә, Уйғур дийаридики уйғурлар еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә учраватқан һаләттә, 37 дөләтниң бу һәрикити Хитайниң «депини» челип бәргәнлик дәп тәкитләнгән. Шуни тәкитләймизки, имза қойған дөләтләр Хитайниң иқтисадий йаки сийасий тәсири астидикиләр вә инсан һоқуқи дәпсәндә қилиниватқан, демократийәгә риайә қилмайдиған һәмдә БДТ Инсан һоқуқи кеңиши тәрипидин җазаланған дөләтләр.
Дана хәлқимиз ейитқандәк: «Ишәнгән тағда кейик йатмапту». Әлвәттә, муқәддәс Қуран Кәрим бойичә ички вә ташқи сийасәтни бәлгүләйдиған мусулман дөләтлириниң, дәһшәтлик езиливатқан мусулман қериндашлирини һимайә қилмастин, рәсмий атеистик Хитайни қоллап мәктүп йезиши Исламға хилаплиқ һәрикәт. Бу йәрдә, битәрәп позитсийә тутқан қериндаш Түркийә, Қазақистан, Қирғизистан вә Өзбекистан қатарлиқ дөләтләрниң рәһбәрлиригә миннатдарлиқ билдүрүш билән биллә, уйғурлар уларниң кәлгүсидә езиливатқанларниң инсан һоқуқини һимайә қиливатқан 22 дөләтниң қатарида болушини үмид қилиду.

16-ийул күни Америкиниң RFA радиосиниң Уйғур тәһриратиниң мудири Алим Сейтоф, АҚШ Демократийәни илгири сүрүш фондиниң рәиси, тәсирлик сабиқ сийасион Карил Гершман билән сөһбәт өткүзди. Шу сөһбәттин әйнән үзүнди:

Алим Сейтоф: Сиз ечилиш мурасимидики нутқиңизда (4-ийун, Конгрессниң залида, Д У Қ қа «Демократийә мукапити» ни тапшуруш мурасимидә, – Қ.Ғ.) «Шинҗаң» дегән сөзни әмәс, бәлки «Шәрқий Түркистан» дегән сөзни алаһидә тәкитлидиңиз. Буниң сәвәби немә?

Карил Геришмән: биз «Шинҗаң» дегән бу намни хитай 1949-йили бесивелип өзигә қошувалған бу территорийәгә қойғанлиқини билимиз. Бу, Хитай мәҗбурий таңған бир исим. Уйғурлар йашаватқан «Шәрқий Түркистан», йәни бүгүнки Хитайниң қолидики бу земин Оттура Асийаға тәвә. Бу йәрдики реал мәсилә болса, бу наһайити бир мүшкүл мәсилә болғанлиқи үчүн мән униңға җаваб берәләймән дәп қаримаймән. Йәни, Шәрқий Түркистанниң келәчики қандақ болиду? Сиз билисиз, Тибәт мәсилисидә болса Далай Ламаниң оттура йол услуби бар. У аптономийәни тәләп қилиду. Мениң шәхсий қаришим болса, әгәр сизниң тил вә мәдәнийәт җәһәттики һоқуқлириңиз һәм диний салаһийитиңиз капаләтлик қилинған һәқиқий аптономийәгә еришсиңиз, бир җәһәттин елип ейтқанда у мустәқиллиқ вә дөләт үчүн күрәш қилғандин муһимдур. Ениқки, Далай Лама Тибәт үчүн мана мушу мәйданда турди. Уйғурларда бу тоғрисида пикир охшимаслиқи мәвҗут. Уйғурлар өзлириниң тәқдири үстидә сөһбәт елип бериши наһайити муһим.(изаһ: ДУҚ, униң тәркивидики вә Қурултай билән һәмкарлишиватақан ШТМҺҖ, ШТӨБ вә башқа рәсмий паалийәт қиливатқан уйғур тәшкилатлириниң ахирқи мәқсити – пәқәт мустәқиллиқ, –Қ.Ғ.). Әмма һазирқи мәсилә болса уйғурлар өзлириниң мәвҗутлуқи үчүн күрәш қилиши керәк. Чүнки, Бейҗиңдики Хитай һөкүмити уйғурларниң салаһийитини, болупму динини вә тилини йоқитишқа урунмақта. Бу йәрдә Хитайниң елип бериватқини болса мәдәнийәт қирғинчилиқидур. Шәрқий Түркистанда йүз бериватқан ишларни тәсвирләйдиған йәнә бир атилиш болса дәвр һалқиған қирғинчилиқтур. Дәвр һалқиған қирғинчилиқ дегән немә? Хош, мән бу тоғрисида көп ойландим. Сиз бүгүн Хитай реҗиминиң Шәрқий Түркистанда қиливатқинини ойлап бақсиңиз, буниң келип чиқиши 2009-йили 5-ийулда йүз бәргән Үрүмчи қирғинчилиқи билән мунасивәтлик. Мана буниңғиму 10 йил болди. У вәқә Хитайни қаттиқ чөчүтти. Тйәнәнмен қирғинчилиқиму Бейҗиңни чөчүткән. Шуңа улар уйғур һәрикитини кәң көләмдә бастурушни қарар қилип, Биңтуән арқилиқ контрол системисини техиму йуқири пәллигә көтүргән. Һазир бихәтәрлик роли күчәйтилгән биңтуән дегән бу кона тәшкилат Хитайларниң уйғурлар вәтинигә йәрлишишини орунлаштурупла қалмай, йәнә уйғурларни бастурушқа урунмақта. Униңдин сирт йәнә, қаттиқ зәрбә бериш һәрикити бар. Улар назарәт қилиш үчүн ишлитидиған гәвдиләшкән бирләшмә җәң суписи арқилиқ барлиқ уйғурларниң биологийәлик учурлирини, көз қаричуқи, аваз әвришкилири, DNA (ДНК) лирини йиғип, һәммә уйғурниң кәйнидин из қоғлап тапиду вә йаки узун сақал қойған, йағлиқ артқан мусулманлар көзигә садиқ әмәс гуманлиқ дәп көрүниду. Улар йәнә җаза лагери йаки йиғивелиш лагерлирини қурди, әмма биз уларниң ичидә қанчә адәмниң барлиқини билмәймиз. Буларниң һәммиси йеқинқи бир-икки йил ичидә йасалди. Булар адәмләрни мана мушу назарәт системиси арқилиқ тонуп лагерларға солимақта. Бу бәкла хәтәрлик. Буниңдин сирт, уларниң йәнә «қошмақ туғқан» программиси болуп, улар бир милйондин артуқ хитайни уйғурларниң каллисини йуйуш вә учур йиғиш үчүн өйлиригә әвәткән. Әгәр улар барған өйләрдә ғәйрий дәп қаралған учурға игә болса, өйдикиләрниму лагерға әвәтиветиду. Мана буларниң һазирқи заман технилогийәни асас қилған кәң көләмлик программиси бар. Булар Иккинчи дунйа урушида натсистлар Оттура Йавропадики йәһудийларни оқ вә зәһәрлик газ билән тез сүрәттә җисманий җәһәттин тәлтөкүс йоқатқандәк һәрикәт елип бармайватиду.
… Һазир муһими уйғурлар өзини сақлап қелиши керәк, чүнки Хитай уларниң мәвҗутлуқиға тәһдит қиливатиду. Бу наһайити мүшкүл күрәш. Биз һәргизму хам-хийалда болмаслиқимиз керәк. Әмма биз һәргизму үмидни үзмәсликимиз керәк.

16–17-ийул күнлири Америка ТИМ ниң саһибханилиқида Вашингтонда өткүзүлгән 2-нөвәтлик Диний әркинликни илгири сүрүш йиғиниға 110 дөләттин кәлгән, дипломатлар, министирлар вә христиан, ортодокс, йәһудий, мусулман, будда, һинди вә башқа дин һәм мәзһәп гуруппиларниң вәкиллири қатнашти. Сорунға Америка ТИМ ниң Диний ишлар баш әлчиси Сәм Бровенбәк рийасәтчилик қилди. Бу йиғинда уйғурларниң диний етиқади вә кимлики сәвәблик Хитай һөкүмитиниң қаттиқ бастурушиға учраватқанлиқи вә милйонлиған адәмләрниң лагерларға қамалғанлиқи мәсилиси муһим нуқтиға айланди. Мәсилән, йиғинда Конгрессниң Авам Палатаси рәиси Нәнсий Пелоси Уйғур мәсилисигә мунасивәтлик нутуқ сөзлиди. У мундақ деди: «Бизниң дунйа мәсилилиридики әндишилиримиздә мениң диққитимни Хитайға мәркәзләштүрүшимдики сәвәб (Шинҗаңдики) дәпсәндичиликниң дәриҗиси вә көлими наһайити зор болуп, сода мәнпәәтиниң муһим орунни тутуши, буниң бәзидә бизниң қиммәт өлчимимизни, униңға қандақ инкас қайтуруш мәсилисидә йумшитиветишидур. Шуңа мән шуни тәкитләп кәлдим, әгәр биз Хитайда йүз бериватқан диний әркинлик дәпсәндичиликигә қарши турушта истәклик болмисақ, биз дунйаниң башқа һәрқандақ җайида бу мәсилисини сөзләш әхлақий етибаримизни йоқитип қойимиз». Шундақла Нәнсий Пелоси ханим Хитайниң Шәрқий Түркистандики (Уйғуристандики) алий әмәлдарлириға қарши Хәлқара Магнитский қанунини ишқа селишни тәкрар тәклип қилди.
Әмди Сәм Бровнбәк рийасәтчилик нутқи давамида, уйғур қатарлиқ мусулманларниң Хитайда әң еғир зораван сийасәт вә йуқири техникилиқ контроллуққа учраватқан хәлқләр икәнликини көп қетим тилға алди.
Хитай һөкүмити муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур алими, диссиденти Илһам Тохтиниң Америкидики қизи Җәвһәр Илһамниң нутқида өзиниң дадисиниң уйғурларниң диний етиқад әркинликини өз ичигә алған әқәллий һәқ-һоқуқлирини ашкара тәләп қилғанлиқи үчүнла Хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип адаләтсиз һалда түрмигә қамалғанлиқини, дадисила әмәс нөвәттә бир милйондин артуқ бигунаһ уйғурларниң Хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалғанлиқини тонуштуруп, дунйа әһлини дадиси вә барлиқ адаләтсизликкә учриған уйғурларниң қойуп берилиши үчүн һәрикәт қилишқа чақирди.
Даңлиқ тәтқиқатчи Андриан Зенз өзиниң уйғурлар вәзийити, лагерлар һәққидики тәкшүрүш доклати вә анализлирини, Хитай йепишқа тиришиватқан рәзилликләрниң дунйа җамаәтчиликигә қандақ ашкарлиниватқанлиқини өз тәҗрибисидин тәсирлик сөзлиди. 
Йиғинниң йепилиш мурасимида сөзлигән Америкиниң муавин президенти Майк Пәнс: «Шинҗаңда коммунистик партийә уйғурларни өз ичигә алған бир милйондин артуқ мусулманни йиғивелиш лагерлириға қамиди. Улар бу орунларда тохтавсиз меңә йуйушқа тутулмақта» дегән. Муһтарәм Майк Пәнс сөзиниң давамида йәнә мундақ дегән: «Америка Хитай билән болған сода мунасивитимиз һәққидә сөһбәт елип бармақта. Лекин бизниң Бейҗиң билән болған сода сөһбитимиз қандақ болса болсун, силәр шуниңдин хатирҗәм болуңлар, Америка хәлқи Хитайдики һәр хил диний етиқадтики хәлқләрниң тәрипидә туриду».

Ә) Ийул ейида Хитай һөкүмити өзи бәлгүлигән чәтәл дипломатлириға вә бәзи мухбирларға һәртәрәплимә тәййарлиған, йәни тутқунлири тәкшүргүчиләргә немини дәп, немини демәслик өгитилгән, қисмән өзлиригә майил кишиләр билән алмаштурулған, тәқипләш органларниң контроллуқидики җаза лагерлирини, мәсчитләрни вә шәһәрләрдики мәхсус тәййарланған мәһкимиләрни зийарәт қилишқа рухсәт қилишни һәмдә пүтүн дунйани алдашни давамлаштурди. Шундақла ийулда тоталитарлиқ Хитай һакимийити Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа түрк-мусулман хәлқлириниң тилини, динини, маарипини, илим-пәнини, омумән кәң мәнидики мәдәнийитини хитайлаштурушни, мәсчитләрни қисмән, лекин уларниң мунарлири билән һилал айлирини асасән дегүдәк чеқиветишни, йәни мәдәний геносит йүргүзүшни, шундақла йәрлик хәлқ вәкиллирини қанунсиз тутқун қилип, 1200 дин артуқ җаза лагерлирида, йепиқ түрмиләрдә қийнаш, меңисини йуйуш, мәхпий қәтл қилиш арқилиқ асасән уйғурларниң миллий вә диний кимликини, омумән милләт сүпитидә йоқ қилишни мәқсәт қилған рәзил сийаситини давамлаштурди.


2. Дунйа Уйғур Қурултийиниң (ДУҚ) ниң ийул ейидики паалийәтлири.

3-ийул күни ДУҚ рәиси Долқун Әйса Берлинда Америкиниң Германийәдики баш әлчиси Ричард Гренел билән рәсмий учрашти. Сөһбәт бешида Долқун әпәндим Ричард Гренел әпәндигә Уйғур мәсилиси вә җаза лагерлири һәққидә әтраплиқ мәлумат бәрди. Баш әлчи сөзидә Уйғур мәсилисини асасән билидиғанлиқини, уйғурларниң омумий вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини, җаза лагерлири мәсилисидә өзиниң қолидин келишичә һәрикәттә болидиғанлиқини билдүрди. Сөһбәт җәрйанида Долқун әпәндим Америка һөкүмитиниң Хитайниң җаза лагерлириға қарши актип паалийәттә болуватқанлиқи үчүн Америка рәһбәрлиригә өзиниң вә Шәрқий Түркистан хәлқи намидин рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүргән. У шундақла Америка һөкүмитини Хитайни җазалайдиған әмәлий тәдбирләргә мураҗиәт қилишини вә Америка Конгрессиға сунулған уйғурларға мунасивәтлик қанунларниң бир күн болсиму балдуррақ мақуллинишини үмид қилидиғанлиқини оттуриға қойған. Баш әлчи Ричард әпәнди болса Уйғур мәсилисиниң Америкиниң ташқи сийаситидин орун алғанлиқини, Америка һөкүмитиниң уйғурларниң вәзийитини давамлиқ йеқиндин көзитип туридиғанлиқини тәкитлигән.

10-ийул күни ДУҚ рәиси Долқун Әйса Венгирийә пайтәхти Будапештта 10–14-ийул күнлири өткүзүлгән «Хәлқара һоқуқлар вә азсанлиқларниң һәқлири» намлиқ курста Уйғур мәсилиси тоғрилиқ лексийә оқуди. Долқун әпәндиниң лексийәси «Шәрқий Түркистанниң мустәмликә тарихидин тартип таки Хитайниң бүгүнки җаза лагерлири сийасити» гичә болған кәң мәзмунни өз ичигә алди. Униң доклатиға курс әһли тәрипидин қизиқиш күчлүк болди.

16-ийул күни ДУҚ ниң саһипханлиқида Америка Дөләт Мәҗлисидә «Уйғурлар: Хитайдики тәрәққийатқа бәдәл болған зулумлар» темисида муһакимә йиғини өткүзүлди. Бу йиғинға ДУҚ рәиси Долқун Әйса, һоқуқшунас вә адвокат Рошән Аббас, паалийәтчи Турди Ғоҗа, Хитай түрмисидики уйғур зийалийси Илһам Тохтиниң қизи Җәвһәр қатнашти. Йиғин Америка һөкүмәт қатлимидики мунасивәтлик хадимларни Уйғур мәсилисигә җиддийрәк муамилидә болушқа агаһландуруш мәқситидә уйуштурулди. Йиғинға паалийәтчи Турди Ғоҗа рийасәтчилик қилди.
ТИМ ниң муавин йардәмчи министири, «Демократийә, инсан һоқуқи вә әмгәк идариси» ниң башлиқи Скот Базбий нутқида: бүгүнниң өзидила диний әркинликни илгири сүрүш министирлар йиғини вә униң қошумчә паалийәтлириниң тәңла башланғанлиқини, мошу җиддий паалийәтләрниң нуқтилиқ темиларниң бири Хитай һөкүмити иҗра қиливатқан кишилик һоқуқни айақ-асти қилиш сийасәтлири икәнликини тәкитлигән. У Хитайниң Уйғур Елидә йүргүзүватқан тәқипләшлиригә вә зулумлириға әтраплиқ тохталған.
Инсан һоқуқини көзитиш тәшкилатиниң (HRW) Хитай бөлүминиң мудири, уйғурларни дайимий һимайә қилип келиватқан Софи Ричардсон Хитай һөкүмитиниң Шәрқий Түркистанда (Уйғуристанда) иҗра қиливатқан назарәт системиси һәққидә тәпсилий тохталди. У, Хитайниң, тәрәққийатниң бәлгилири болған йуқири пән-техника васитилирини уйғурларға зулум селиш вә қийнаш васитисигә айландурувалғанлиқини пакитлиқ ипадилигән.
ДУҚ рәиси Долқун Әйса өз нутқида Хитай һөкүмитиниң нөвәттики «тәрәққийат намида уйғурларни бастуруш» һәрикитиниң тасадипий оттуриға чиқип қалған һадисә әмәсликини, буниң әмәлийәттә Хитай һөкүмити уйғурларниң вәтинини ишғал қиливалған вақитлардин башлапла иҗра болушқа башлиғанлиқини, пәқәт униң охшимиған мәзгилләрдә охшимиған намларда давам қилип кәлгән болсиму униң маһийитидә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини әслитип өтти. У шундақла, Хитай һөкүмитиниң пүткүл уйғурларни «террорчи» дәп қарашқа өткәнликини вә һазир чәтәлләргә қол созуп БДТ, Йавропа Иттипақи қатарлиқ дунйавий тәшкилатларни монопол қилишқа, уйғурларниң демократик әлләрдики қанунлуқ иҗтимаий паалийәтлиригә тосқунлуқ қилишқа тиришиватқанлиқини шәрһлиди. Ахирида Долқун әпәндим: «Хитай компартийәсиниң өзи дунйадики әң чоң террорлуқ тәшкилатидур. Һазирға қәдәр бу партийә нәччә он милйонлап кишиниң өлүп кетишигә сәвәб болған әмәсму?» деди. 
Җәвһәр Илһам дадисиниң әһвалиға бирләштүргән һалда уйғурларниң қандақ еғир зулумға дуч келиватқанлиқини байан қилип бәрди. Болупму «дадамниң бирдин-бир гунаһи қәләм арқилиқ өз хийалини қәғәзгә йазғанлиқи» дейиш арқилиқ Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушта қайси дәриҗидә икәнликини җанлиқ тәсвирләп бәрди.

17-ийул күни Америка Хәлқара диний әркинлик комитети тәрипидин Вашингтондики Тинчлиқ тәтқиқат орнида «Уйғурлар учраватқан кризис вә бу әһвални диний әркинликкә қаритилған дунйави һәрикәттә әкс әттүрүш» темисида министирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди. Сорунға Америкадики тонулған уйғур адвокати Нурий Түркәл рийасәтчилик қилди. Йиғинға Америка һөкүмитиниң бир қисим хадимлири, мутәхәссисләр, бир қисим уйғур инсан һоқуқи паалийәтчилири, шуниңдәк Америка ТИМ ниң саһибханилиқида Вашингтонда өткүзүливатқан Диний әркинлик йиғиниға қатнишиватқан һәр қайси дөләт вәкиллири қатнашти.
Сорун җәрйанида Америка диний ишлар алаһидә әлчиси Сәм Бровнбәк Уйғур мәсилиси даирисида, пакитларға асасланған Хитайниң уйғурларниң миллий, диний вә мәдәний кимликлирини йоқитишқа қаритилған тәқипләшлири һәмдә җаза лагерлири һәққидә нутуқ қилди. У сөзиниң ахирида «қарап туруңлар, уйғур вә тибәтләр чоқум азад болиду» дәп тәкитлиди. 
Кәллий Куррий ханим сөзидә Уйғур мәсилиси нөвәттики әң реал вә әң муһим бир кризис болғанлиқтин кишиләрниң бу вәзийәтниң йахшилиниши үчүн көпрәк тиришчанлиқларни көрситиши зөрүрлүкини билдүрди.

ДУҚ рәиси Долқун Әйса өз доклатида, БДТ Инсан һоқуқи алий комиссари Мешәл Бәшлитниң Шәрқий Түркистанни (Уйғуристанни) зийарәт қилиш тәлипи Хитай һөкүмити тәрипидин изчил чәклимигә учраватқан һаләттә БДТ Террорлуққа қарши туруш идарисиниң башлиқи Владимир Воронкофниң Уйғур аптоном районидики очуқ-ашкара зийарити Хитай үчүн өзиниң сийаситини пәрдазлап көрситиштики бир баһанә болғанлиқини әслитип өтти. У нутқида дунйадики һәрқайси дөләтләрниң Хитайға төвәндики нуқтилардин чақириқ қилишни тәләп қилди:

1) Җаза лагерлирини дәрһал тақап, тутқун қилинған барлиқ уйғурларни дәрһал қойуп бериш;

2) Мухбирларни Уйғур Елини чәклимисиз зийарәт қилишқа йол қойуш;

3) Муһаҗирәттики уйғурлардин сийасий панаһлиққа илтимас қилғанларниң илтимасиниң қобул қилинишиға капаләтлик қилиш вә башқа дөләтләрдики уйғур мусапирларни қутулдуруш;

4) Хитай һөкүмитиниң Америка, Йавропа, Түркийә, Канада вә Оттура Асийа дөләтлиридә йашаватқан уйғурларға тәһдит селип, уларни Хитайға қайтишқа мәҗбурлаш қилмишлирини тохтитиш;

5) Уйғурларниң инсан һоқуқи дәпсәндичиликидә асаслиқ рол ойниған Хитай әмәлдарлириға җаза қоллиниш;

6) Хитайниң уйғурларни контрол қилишта қоллиниватқан чәтәл техникилириниң Хитайға експорт қилинишиға чәклимә қойуш;

7) Хәлқарадики мунасивәтлик хадимларни уйғур дийаридики җаза лагерлири вә дарилетамларни (йитимлар өйи, интернат, -Қ.Ғ.) зийарәт қилишқа йол қойуп, мунасивәтлик учурларни топлаш.

Йиғинда ДУҚ Иҗраий комитети рәиси, Америка Уйғур инсан һоқуқи қурулушиниң мудири Өмәр Қанатму сөз қилди. У сөзидә өзиниң Уйғур мәсилисини немә үчүн уйғур кризиси дәп атайдиғанлиқиға қарита қисқичә чүшәнчә бәрди. Униң дейишичә, җаза лагерлиридин қутулуп чиққанларниң шу йәрдә учриған мәҗбурий «сийасий меңә йуйулуши», Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң узун йиллиқ тарихқа игә муқәддәс җайлирини чеқип ташлиғанлиқи буниң әң йахши тәбири болалайдикән. У сөзидә йәнә 10 йил илгири Үрүмчидә йүз бәргән «5-ийул Үрүмчи қирғинчилиқи» Уйғур мәсилисигә болған хәлқаралиқ инкасларниң пәйда болушидики бурулуш нуқтиси болғанлиқиниму алаһидә тәкитләш билән биргә, Америка, БДТ вә башқа диний ишлар әмәлдарлириға Уйғур мәсилиси үчүн тездин һәрикәткә өтиши керәклики һәққидә чақириқ қилди.

17-ийул күни чүштин кейин, Америка Президенти Доналд Трамп «Уйғур һәрикити» тәшкилатиниң җамаәт ишлири директори Җәвһәр Илһам қатарлиқ 27 вәкилни Ақ Сарайда қобул қилип сөһбәт өткүзди. Бу вәкилләр асасән Хитай, Шималий Корейә, Бирма, Иран вә Түркийә қатарлиқ дөләтләрниң диний зийанкәшликигә учриғанлардур. Улар Америка ТИМ ниң Хәлқаралиқ диний әркинликни илгири сүрүш министирлар йиғиниға кәлгән меһманлардин тәшкил тапқан иди. Президент Трамп улар билән көрүшкинидә: «Бүгүн биз билән биргә болғанлар болса охшаш болмиған дөләтләрдин кәлгән охшаш болмиған диний әнәнигә етиқад қилидиған әр-айаллардур. Һәммиңларниң ортақлиқи болса һәр бириңлар өз дөлитиңларда диний етиқадиңлар үчүн зор зийанкәшликкә учридиңлар. . . Биз Америкида һәр даим һоқуқларниң һөкүмәттин әмәс, бәлки Йаратқучидин келиду дәп чүшинимиз» дегән. Уйғур паалийәтчи, түрмидики уйғур зийалийси Илһам Тохтиниң қизи Җәвһәр Илһам Президент Трампқа: «Мениң дадамни өз ичигә алған 1-3 милйон уйғур хәлқи һазир Хитайниң йиғивелиш лагерлирида соланмақта. Мениң дадам һазир муддәтсиз қамақта йатмақта» дәп сөзи техи ахирлашмиғинида, Президент Трамп Җәвһәрдин: «Сизниң дадиңиз түрмидә йатқили қанчә йил болди?» дәп сориди. Җәвһәр җавабән: «У түрмидә йатқили 5 йил болди. У йәнә түрмидә қанчилик йатиду уни билмәймиз» деди. Президент Трамп йәнә: «Сизниң дадиңиз билән бир алақиңиз барму?» дәп сориди. Җәвһәр: «Мән, 2017 -йилдин бери униң тоғрисида һеч хәвәр алалмидим. Чүнки, шуниңдин бери йиғивелиш лагерлири башлинип кәтти. Кимки берип өзиниң аилә тавабиатлирини сүрүштүрсә, улар өзиму өзиниң өйигә қайтип келәлмәйду» дәп җаваб бәрди (RFA (ӘАР), 18.07.19). Мәшһур уйғур профессори, диссидент Илһам Тохти Хитай һөкүмити тәрипидин қәләм билән милләтниң мәнпәәтини һимайә қилишқа қаритилған паалийәтлири үчүн 2014-йили униңға муддәтсиз қамақ җазиси бәргән. Америка һөкүмити буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, Хитай һөкүмитидин профессор Илһам Тохтини қойуп беришкә чақириқ қилған. Йеқинда Америка Дөләт Мәҗлис әзалиридин Марко Рубийо Илһам Тохтини 2019-йиллиқ Нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиқиға көрсәткән. Әң муһими Америка Президенти Доналд Трампниң уйғур қизи Җәвһәр Илһам билән өткүзгән бу сөһбити көплигән нопузлуқ хәлқаралиқ ахбаратларда вә иҗтимаий таратқуларда кәң хәвәр қилинди. Чәтәлләрдики уйғурлар, шу җүмлидин Мәркизий Асийадики түркий дөләтләрдики уйғурлар бу тәрихий вәқәдин бәк хошал болди. Чүнки, биринчидин, Америка Президенти Трамп билән тунҗи қетим уйғур миллитиниң вәкили уттур диалог қилди, иккинчидин, 3-4 минутниң ичидә Уйғур мәсилисиниң еғир маһийитиниң муһим бир қисми оттуриға қойулди, үчүнчидин, Америка Президенти Трамп диний әркинликниң интайин муһим һоқуқ икәнликини тәкитлиди вә Америкида һәр даим һоқуқларниң һөкүмәттин әмәс, бәлки Йаратқучидин келиду дәп чүшинидиғанлиқини изһар қилди. Демәк кәлгүсидә Америка һөкүмити Уйғур мәсилисиниң инсан һоқуқи саһәсигә көп көңүл бөлүши вә уни һимайә қилиши тәбиийдур.

3. Шәрқий Түркистан Маарип вә һәмкарлишиш җәмийитиниң 13 – 17-ийул күнлири Истамбулда өткүзгән «11-нөвәтлик Дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини» һәққидә.

13–17-ийул күнлири Түркийәниң Истанбул шәһирдә Һидайәтуллаһ Оғузхан рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан Маарип вә һәмкарлишиш җәмийитиниң (ШТМҺҖ) тәшкиллишидә «11-нөвәтлик Дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини» йәни 2 – Шәрқий Түркистан милий бирлик шура йиғини өткүзүлди. Бу йиғинға ШТМҺҖ әзалири, Шәрқий Түркистан Өлималар Бирлики (ШТӨБ) әзалири вә Дунйа Уйғур Қурултийиниң (ДУҚ) муавин рәиси Пәрһат Муһәммәди башлиқ 8 кишилик өмәк қатнашти. Йиғинға 18 дөләттин тәшкилат вәкиллири, диний алимлар, зийалийлар, тәтқиқатчилар, йазғучилар болуп җәми 200 гә йеқин вәкилләр қатнашти. Сорунниң тәнтәнилик ечилиш мурасими Истанбул шәһириниң Зәйтунбурун районлиқ мәдәнийәт сарийида Түркийә дөләт гимнини вә Шәрқий Түркистан истиқлал маршини иҗра қилиштин башланди. Әсли ечилиш мурасимиға Истанбулда истиқамәт қиливатқан уйғурлардин 500 дәк, Вәтәнниң өзлири йашиған йуртлириға хас миллийчә кийингән әр-айал бала-чақилири билән вә көплигән йашлар қатнашти. Сорун давамида кичик балиларниң йиғлашлири вә гөдәкләрниң ваң-чуңлири, анилириниң уларни тәрбийәлигән лоқмилири пат-пат зални толтарғанлиқтин, Қазақистанда бәзи йуртларда орун алидиған карамәт миллий харатерлик муһит һасил қилинди.
ШТМҺҖ рәиси Һидайәтуллаһ Оғузхан қисқа ечилиш нутқида иштирақчиларни сорунниң башлиниши билән тәбриклиди вә Вәтән дәваси бойичә барлиқ вәтәндашларни бирликкә, һәмкарлишишқа, актип паалийәт қилишқа чақирди.
Хитай мустәмликисигә қарши һәрикити үчүн узун йиллар түрмиләрдә азап чәккән, һазир Түркийәдики миллий паалийәтчиләрниң устазиға айланған, кәскин вә сағлам пикир қилидиған, күчлүк вәтәнпәрвәр зат Абдуқадир Йапчан өзиниң нутқида тезислик рәвиштә Хитай мустәмликичилиригә қарши Шәрқий Түркистан миллий азадлиқ күришиниң тарихини шәрһләп бәрди. Униң паалийтини сәпдашлири йуқири баһалиди вә нәқ мәйданда Абдуқадир әпәндигә уйғурчә тон йапти, совға тапшурди. Сорунда арқа-арқидин ШТӨБ рәиси доктор Атавуллаһ Шәһйар, ДУҚ муавин рәиси Пәрһәт Муһәммәди, шәһәрлик мәмурийәт вәкили, Түркийәдики бәзи партийә вә идарә вәкиллири, уйғур тәшкилат рәһбәрлири тәбрик нутуқларни қилди, шу җүмлидин Қазақистанлиқ уйғурларға вакалитән мошу қурларниң аптори иштирақчиларни муһим учришишниң башлиниши билән тәбриклиди. Шундақла бу сорунға Қазақистандин Садирдин қарим вә Истанбулда магистратурада тәһсил көриватқан Азадҗан инилиримиз қатнашти һәм улар өмәк вәкиллири сүпитидә сорунда актип паалийәт елип барди.
14–17-ийул күнлири бәш йултузлуқ меһманханиниң чоң залида, 200 дәк вәкилләрниң иштирақида «Өзгириватқан дунйа вәзийити, Хитайниң мустәмликә сийасити вә Шәрқий Түркистан (Уйғуристан) мәсилиси» күн тәртипи әтрапида илмий-әмәлий әнҗуман өткүзүлди. 20 дин артуқ һәр хил темида доклатлар оқулди, музакирә қилинди вә қарар елинди.

14-ийул күнидики нуқтилиқ доклатлар: ДУҚ Иҗраий комитет рәиси Өмәр Қанат “Хитай – Америка оттурисидики күчийиватқан сийасий тоқунушлар вә Шәрқий Түркистан күриши”; ДУҚ мәслиһәтчиси, сийасәтшунас Қәһриман Ғоҗамбәрди “Йеңи дунйа вәзийитидә Хитайниң тәсири вә Шәрқий Түркистан”; профессор, доктор Абдурешит Җелил Қарлуқ “Хитайниң бир йол, бир бәлвағ пиланиниң Шәрқий Түркистан мәсилисигә көрситидиған тәсири”, тема бойичә иккинчи доклатчи доктор Пәрһат Қурбан Тәңритағли; Нурмәһәммәт Түркистани “Хәлқара қанун вә Шәрқий Түркистан дәваси”.

15-ийул күнидики нуқтилиқ доклатлар: Абдурахман Җамал, доктор Абдурахман Буғда “Шәрқий Түркистан күришиниң өзгәрмәс принсиплири вә тәшкилатлар оттурисидики истратегийилик һәмкарлиқи”; Түркийә дипломати Исһақ Атаөв “Мунасивәтләрдә (протокол) йәни қаидә-түзүм”; Ислам дини алимлири: Сраждин Әзизи, Абдусалам Алим, Һәбибуллаһ Күсәни “Өзгириватқан Хитай: Ислам дунйаси вә Шәрқий Түркистан”.

16-ийул күнидики нуқтилиқ доклатлар: Миркамил Қәшқәрли, доктор Абдулхалиқ Уйғур “Хәлқтә тәшкиллиниш һәрикәт чүшәнчиси вә тәшкилатчилиқ роһиниң күчләндүрүлүши”; доктор Өмәр Қул “Хитай – Түркийә мунасивәтлири вә Шәрқий Түркистан мәсилисиниң һәл-чарилири”; доктор Әркин Әкрәм “Өзгириватқан дунйа вәзийитидә Шәрқий Түркистан мәсилисиниң истретегийилик йол хәритисиниң бәлгилиниши”; йазғучи, доктор Абдуреһим Дөләт “Хитайниң психологийә һуҗумлириға қарши турушниң чарә-тәдбирлири”; тәтқиқатчи, журналист Гуңгур Йавузасан “Шәрқий Түркистан мәсилиси вә медийа”; доктор Һаҗи Қутлуқ “Йапонийәниң Шәрқий Түркистан мәсилиси тоғрисидики тарихий истратегийилик пиланлири”.

17-ийул күни чүшкичә хуласә доклатлар музакирә қилинди вә йиғин қарари елан қилинди. Музакирә җәрйанида Қирғизистанлиқ пешқәдәм паалийәтчи Розимәмәт Абдулбақи шу дөләттики уйғурларниң вәзийитини, иш һәрикәтлирини тонуштурди вә Уйғур мәсилиси даирисида өзиниң пикирлири билән ортақлашти. Йиғинда, хәлқара сәһнидә Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиватқанлиқи, буниңға әгишип әркин дунйадики уйғурларниң қилишқа тегишлик муһим вәзипилири оттуриға қойулди. Шундақла Ислам вә түрк дунйасини Уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә майил қилиш үчүн қилишқа тегишлик хизмәтләр музакирә қилинди.

Йиғин қарарини Шәрқий Түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси Һидайәтулла Оғузхан оқуп бәрди. Йиғин қарарида уйғурларни қоллап БДТ Инсан һоқуқи комитетиға Хитай һөкүмитигә җаза лагерларни тақаш вә уйғурларни әркин қойуп бериш тоғрисида имзалиқ хәт язған 22 дөләткә уйғурлар намидин тәшәккүр изһарланди. Шундақла һөҗәттә уйғурларға қарши позитсийәдә туруп Хитайни қоллиған 37 дөләткә наразилиқ билдүрүлди. Қарарда: «1. Дунйаниң һәрқайси җайлиридики Шәрқий Түркистан тәшкилатлири башқилар сизип бәргән йолда маңмастин, миллий аң, миллий чүшәнчә асасида миллий мәнпәәтни нишан қилип, ортақ йол хәритиси сизип чиқиш. 2. Тәшкилатларара һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштуруш үчүн Шәрқий Түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши вә Шәрқий Түркистан миллий бирлик шура йиғинини бундин кейинму изчил давамлаштуруш. 3. Дәвада сәмимий болуш, актипчанлиқ роһини өстүрүш. 4.Истратегийәлик пилан түзүш вә бу пиланни әмәлийләштүрүшкә тиришиш. Қарарда йәнә Уйғур мәсилисигә нисбәтән Ислам дунйасиниң сүкүттә туруватқанлиқи тәнқид қилинди. Йиғинда уйғур тәшкилатлири бирлик вә һәмкарлиқ ичидә һәрикәт қилиш, пикир-қарашлири пәрқлиқ болсиму, нишан вә ғайигә йетиш үчүн ортақ һәрикәт қилишта пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди. Бу мәсилиму қарарда орун алди. Йиғинда елинған қарарниң йәнә бир алаһидилики, Ислам дунйасиға қаритилған тәшвиқатини күчәйтишкә қаритилған болуп, буниңда: «Әрәб вә Ислам дунйасиға қарита тәшвиқатни йәниму күчәйтиш, зийарәтләрни қойуқлаштуруш, мунасивәтләрни чоңқурлаштуруш» дәп көрситилгән.Хуласә сөзидә ШТМҺҖ рәиси Һидайәтуллаһ Оғузхан мундақ деди: «Вәтинимизниң исми Шәрқий Түркистан. Шәрқий Түркистан тарихтин бери шәрқий түркистан хәлқиниң земинидур. Шәрқий Түркистан Хитай тәрипидин ишғал қиливелинған земиндур. Ай йултузлуқ көк байрақ Шәрқий Түркистанниң мустәқиллиқ символидур. Шәрқий Түркистан дәвасида уйғурлуқ, түрклүк вә мусулманлиқтин ибарәт үч амилни бир-биридин айрип қаримаслиқ керәк. Шәрқий Түркистан азадлиққа еришкәнгә қәдәр күрәшни тохтап қалмай давам қилдуруш керәк». Қарарда Ислам дунйаси билән һәр саһә мунасивәтни күчәйтиш, муһим шәхсләр билән алақә орнитип достлуқ мунасивәт қуруш вә ислам дунйасида Шәрқий Түркистан мәсилисини көпләп аңлитишниң муһимлиқи тәкитләнди.
Қисқичә хуласилисәк, Шәрқий Түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшкиллигән вә униңға Өлималар бирлики, Қурултай актип қатшашқан әнҗуманда Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға даир түрлүк пакитлар, һәр саһә мутәхәссислириниң Шәрқий Түркистан (Уйғуристан) мәсилигә болған илмий-әмәлий инкаслири, болупму лагерларни йапқузуш вә Вәтәнниң мустәқиллиқи бойичә оттуриға қойулған мәсилиләр муһим әһмийәткә игә. Шуниңдәк тәшкилатларара иттипақлиқни, һәмкарлишишни вә оттуриға қойулған мәсилиләрни һәл қилишниң чарә-тәдбирлири бойичә муһакимә вә сөһбәтләр өткүзүлүши зор әмәлий әһмийәткә игә. Бәш күнлүк қериндашлар әнҗумани үмидлик тиләкләр билән вә әмәлий усулларниң оттуриға чиқиши билән айағлишиши – омумий Уйғур сийасий миллий азадлиқ һәрикити үчүн интайин муһим иш.

Ийул ейиниң 1 дин 21 гичә йүз бәргән муһим вәқәләрни қисқичә йәкүнлисәк, Ийул ейида Уйғур мәсилиси Американиң Конгрессиниң вә Ташқи Ишлар Министирлиқиниң, Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң, Йавропа Бирликиниң, тәсирлик Хәлқара инсан һоқуқини һимайә қилидиған тәшкилатларниң вә Ғәрб аммивий ахбарат васитилириниң күнтәртипидә болди. 
Әң муһими, Вашингтондики Ақ Сарайда, Америка Президенти Доналд Трампқа түрмидики уйғур зийалийси Илһам Тохтиниң қизи, «Уйғур һәрикити» тәшкилатиниң җамаәт ишлири директори Җәвһәр Илһам («Уйғур һәрикити» тәшкилатиниң директори Рошән Аббас ханим, -Қ.Ғ.), ондәк Америка сийасионлириниң вә көплигән журналистларниң қатнишишида, түрмидики дадиси һәққидә вә 1-3 милйон уйғур хәлқиниң Хитайниң йиғивелиш лагерлирида икәнликини нәқ мәйданда, таза инглиз тилида ейтти вә президентниң соаллириға тәшвишләнмәстин тоғра җавап бәрди. Мәзкүр сийасий вәқәни, шу күни Америка вә Ғәрб аммивий ахбарат васитилири әң муһим вәқә сүпитидә пүтүн дунйаға тарқатти. Бу пакит Уйғур мәсилиси үчүн тарихий әһмийәткә игә вәқә болғуси.
Шундақла, 13–17-ийул күнлири Истанбул Шәрқий Түркистан Маарип вә һәмкарлишиш җәмийитиниң тәшкиллишидә «11-нөвәтлик Дунйа шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини» йәни 2 – Шәрқий Түркистан милий бирлик шура йиғини өткүзүлди. Мәзкүр җәрйанлар вә пакитлар Шәрқий Түркистан (Уйғуристан) йәни Уйғур мәсилисини дунйаға обйектип тонуштуруш үчүн вә Хитайниң уйғурларниң миллий вә диний кимликини йоқ қилишни әмәлгә ашуруватқан йиғивелиш лагерлирини йапқузуш үчүн тарихий әһмийәткә игә. Йуқирида қәйт қилинған вәқәләрниң иҗабий ақивити йәнә кәлгүсидә садир болиду. Өзгириватқан дунйавий вәзийәт бийил Уйғур мәсилиси хәлқарада җиддий бир проблемиға айлинидиғанлиқидин бешарәт бәрмәктә.
Қәһриман Ғоҗамбәрди. Сийасәтшунас, 2019.07.21, cacharman@gmail.com