“Ату” паҗиәси: сәясий тәқипләрниң башлиниши

Өткән мақаләмдә мән “Ату” паҗиәсиниң кеңәш һөкүмитигә қарши инқилавий күчләрниң айрим мәхсәтләр билән, шундақла отряд командири Митрофан Мураевниң эсерлар партиясиниң әзаси болғанлиғи тоғрилиқ чүшәнчиниң асассиз екәнлигини көрситишкә тиришқан едим. Архив һөҗҗәтлири шуни көрсәттики, М.Мураев хизмәт көрсәткән қизил әскәр командири болған, уйғур йезилириниң аһалисини аммивий қириш большевиклар тәрипидин уюштурулған зорлуқ-зомбилиқ акт болғанлиғи ениқ. Әгәр мошундақ болса, “Ату” паҗиәси “қизил террор” категориясигә кириду. “Ату” паҗиәсиниң қизил террор болғанлиғи тоғрилиқ чүшәнчә ашкарилиқ вә өзгәртип қуруш дәвридә, йәни кеңәш җәмийити өз тарихиға синипий күрәш турғусидин әмәс, бәлки умуминсаний қәдрийәтләр чүшәнчисидин қараш имканийитигә егә болғандин кейин шәкилләнди. Шу пәйттә Сталин түзүминиң аммивий тәқипләшлири тоғрилиқ фактлар елан қилинип, коммунистик партияниң җинайәтлири үчүн җәмийәт алдида кәчүрүм сориши һәққидә шиарларму пәйда болди. Нәқ шу жиллири большевикларниң октябрь инқилави елип кәлгән гражданлар уруши дәвридә большевиклар әмәлгә ашурған зорлуқ-зомбилиқ вә башқиму җинайәтләргә бағлиқ фактлар елан қилинди. Әйнә шу гражданлар уруши дәвридә Йәттису уйғурлириға мунасивәтлик қизил армияниң җинайәтлири тоғрилиқ мавзуни көтәргән Лев Балаян болди. 1990-жили 29-август күни у ”Ленинская смена” гезитида “Кто был никем…” дегән мақалисини елан қилди. Мәзкүр мақалида Панфилов дөләт архивидин тепилған “Краткое описание событий в Джаркентском уезде от набега на него казаков южных столиц до ухода карательных отрядов” мавзусидики һөҗҗәттин мәтин кәлтүрүлгән. Йеңи кеңәш һакимийитиниң рәсмий вәкиллири имзалиған (Яркәнт иҗраий комитети рәисиниң орунбасари Г.Обшуткова, иҗраий комитет әзалири Демченко вә Авдиев) һөҗҗәттә Хитай территориясидин кәлгән казаклар вә таранчиларниң Яркәнткә қилған һуҗуми һәққидә йезилған. Бу вақиә мундақ йүз бәргән: 1918-жили 5-июнь күни һуҗумдин кейин шәһәр бирнәччә күн казаклар вә “уларниң иттипақдиши таранчилар” қолида болиду. Көп өтмәй улар Затыльников вә ташкәнтлик Мураев отряди тәрипидин қоғлиниду. 16-июнь күни әтигәнлиги Яркәнт шәһиригә қизил әскәрләр кәлгәндин кейин йүз бәргән вақиәни кеңәш әрбаплири төвәндикидәк ейтип бәргән: “Шәһәрдә оқ етишлар аңлинип туратти. Бу разведчиклар кочида келиватқан таранчиларни өлтүрүвататти. Тәкитләш лазимки, улар җәңләргә қатнашқанларни (улар казаклар билән қечип кәткән) әмәс, бәлки теч аһалини, һәтта балиларни өлтүрүвататти. Шуниңдин кейин шәһәргә Затыльников вә ташкәнтлик Мураевниң отряди кирди. Қизил әскәрләр базардики дуканларни вә өйләрни булап-талашқа башлиди. Мошу вақитта Миронов рәһбәрлигидики йәнә бир отряд Подгорненское станицисида “һечбир сәвәпсиз” 26 адәмни етивәткән. Шундақла вино тиқивалғини үчүн чирко қаравулиму өлтүрүлди”. Һөҗҗәт муәллиплири урушуватқан тәрәпләрниң җинайәтлирини қаттиқ әйиплигән. Шундақла уйғурларниң гражданлар урушиға җәлип қилинишиниң объектив баһасини бәргән. Улар Верный шәһиридә һәм Зайцевск (Челәк) йезисида казаклар тар-мар болғандин кейин “мана шу паскина ишқа ихтиярсиз җәлип қилинған, течлиқ аһали – таранчилар барлиқ еғирчилиқни тартти. Зайцевск әтрапида мәғлуп болғандин кейин таранчилар Яркәнт арқилиқ Хитайға қарап йол тутти. Улар һечбир сәвәпсиз һәммини қириватқан қизил әскәрләр отрядлиридин һаятини қутулдурушқа интилди. Қачақлар арқисидин уездики барлиқ таранчилар йезилириниң аһалисиму көчүшкә башлиди” (Лев Балаян. “Кто был никем…”, “Ленинская смена”, 29.08.1990).
Мошу һөҗҗәтни елан қилған Л.Балаян уни “сәвәпсиз адәмләрни қирған, мал-мүлкини талан-таражға салған, аммивий қирғинларни уюштурған, синипий өчмәнликниң баш-баштақлиғиниң” ениқ дәлили дәп көрсәтти. Бу мақалә кеңәш дәвридики Қазақстанниң аммивий әхбарат васитилиридә йоруқ көргән дәсләпки һөҗҗәт болди. Униңда гражданлар уруши охшаш “паскина ишқа” әриксиз җәлип қилинған Йәттису таранчилириға қизил әскәр отрядлириниң қилған җинайәтлири ениқ көрситилди.
Кейин уйғур муәллиплириму “Ату” паҗиәсини “қизил террорниң” ярқин көрүнүши сүпитидә көрситишкә башлиди. Мошу йәрдә И.Иминовниң “Мысль” журналида (И.Иминов. “Ату” или правда о красном терроре Семиречье”, 2013) вә “Очуқ геноцид” дәп атиған Р.Исмайиловниң (“Уйғур авази”, 1993) мақалилирини кәлтүрүшкә болиду.
Немә үчүн қизил әскәрләр уйғурларға мунасивәтлик әйнә шундақ зорлуқ-зомбилиқ һәрикәтлирини әмәлгә ашурғанлиғи тоғрилиқ соалға җавап бериштин илгири Россиядики “қизил террор” сәясити тоғрилиқ чүшәнчә бериш лазим. “Қизил террор” чүшәнчиси даирисидә большевиклар гражданлар уруши пәйтидә өз дүшмәнлиригә мунасивәтлик қолланған җазалаш амаллири көрситилиду. 1918-жили 5-сентябрь күни большевиклар тәрипидин “Қизил террор тоғрилиқ” рәсмий декрет қобул қилиниду. Шуниңдин кейин дөләт ичидә вә сиртида инқилапқа қарши һәрқандақ күчләргә мунасивәтлик җазалаш амиллирини қоллиниш қанунийлаштурулиду. “Инқилап дүшмәнлиригә” қарши қарарларни қобул қилиш үчүн Ф.Дзержинский рәһбәрлигидә пәвқуладдә комиссариат қурулиду. Униңдин ташқири “қизил террор” чүшәнчиси әдәбиятта 1917-жили октябрь инқилавидин кейин кеңәш һакимийитиниң барлиқ тәқипләш сәяситини көрситиштиму пайдилинилиду.
Мәлумки, һәрқандақ инқилап күч билән һакимийәтни елишни, һәтта сәясий түзүмни өзгәртишни мәхсәт қилиду. Мошуниң һәммиси гражданлар урушиға елип келиши мүмкин. Марксизм концепциясидики “пролетариат диктатурисида” зорлуқ-зомбилиқниң аҗралмас қисми болған. Уни қоллинишни рус марксизмниң лидерлириму өз әмгәклиридә дәлилләшкә тиришқан. Улар инқилапқичә гражданлар урушиниң пәйда болуш идеясини шәкилләндүргән. Шундақла “хәлиқ дүшмәнлирини” җисманий уҗуқтуруш инқилапниң давами дәп көрсәткән. Кейинирәк, җазаларни қоллинишни ақлиған большевик М.Лацис “гражданлар урушида йезилған қанунлар болмайду…һәрикәттики дүшмән күчлирини уҗуқтурупла қоймай, синипий қурулумға қарши қилич көтәргән һәрқандақ шәхс әйнә шу қилич билән уҗуқтурулиду” дәп тәкитлигән.
1918-жили Йәттисуда йүз бәргән казакларниң қозғилиңиғичә большевиклар өз дүшмәнлиригә қарши террорлуқ операцияләрни әмәлгә ашурушта чоң тәҗрибә топлайду. Қисқа вақит ичидә Россияниң Европа қисмида большевиклар өз дүшмәнлиригә мисли көрүлмигән җазалашларни пайдиланди. Мәсилән, Таганрогта көйүватқан пәчкә пут-қоли бағланған 50 юнкер вә офицер ташлиниду. Евпаториядә болса, 100гә йеқин офицер пут-қоли бағлинип, деңизға ташлиниду. Әйнә шундақ җазалашлар Қирим шәһәрлиридә казакларға мунасивәтлик әмәлгә ашурулди. Большевиклар 1918-жили май-июнь айлирида Сормовта, Тулада, Ярославта вә Уралниң индустриялик шәһәрлиридә инқилапқа қарши чиққан ишчиларни наһайити қаттиқ җазалиди. Әнди М.Урицкий вә В.Ленинға сүйиқәстлик уюштурулғандин кейин қизил террор техиму кәң қанат яйди. Мошу сәясәтни әмәлгә ашуруш җәриянида большевиклар тәрипидин “концентрациялик лагерьларни” қуруш идеяси алға сүрүлиду. Бу идея болса, Тамбов губерниясидә деханлар қозғилиңи бастурулған кейин әмәлгә ашурулиду.
Әнди 1918-жили майда Йәттисудики уйғур аһалисиға мунасивәтлик қизил террор сәяситини әмәлгә ашурушқа Верный шәһири вә униң әтрапидики йезилардики уйғурларниң казакларниң кеңәш һакимийитигә қарши қозғилиңини қоллап-қувәтлигәнлиги асас болған. Уйғурларниң казакларға ярдими илгири падиша һакимийити, кейинирәк вақитлиқ һөкүмәт билән һәмкарлиқта болған уйғур лидерлири тәрипидин уюштурулиду. Улар Қарасу болуслуғиниң рәһбири Җамалдин Бушриев вә Һүсәйинбәг Юнусовлар (Җ.Бушриев өз вақтида Колпаковский армиясиниң Ғулҗа шәһирини ишғал қилишқа ярдәмләшкән Бушри Җәлиловниң оғли, у мошу әмгиги үчүн Ғулҗа өлкисини Россия бесип турған пәйттә Или тәвәсидики баш ақсақал болуп тайинланған). Һәқиқәттә болса, Йәттису уйғурлири тәрипидин кеңәш һакимийитини орнитишқа аммивий қаршилиқлар көрситилмигән. Әксичә, уйғурлар арисида большевиклар партиясиниң нурғун тәрәпдарлири болған. Уларниң қатарида Абдулла Розибақиев вә Исмайил Тайиров охшаш дөләт һәм партия әрбаплирини көрситишкә болиду.
Шуниңға қаримай, Йәттисуда йүз бәргән казаклар қозғилиңи пәйтидә уйғурлар билән казаклар арисида һәмкарлиқ болғанлиғиму ениқ. Верный шәһиригә қизил әскәрләр һуҗум қилған пәйттә казаклар тәркивидә 55 адәм бар таранчилар қисмини алдинқи сәпкә чиқирип, уларни қалқан сүпитидә пайдиланған. Улар қизил әскәрләр тәрипидин тез тар-мар қилиниду. Нәқ мошу әһвал, йәни таранчиларниң алдинқи сәпкә чиқирилиши, уларни “казаклар қозғилиңини қоллап-қувәтлиди” дәп әйипләшкә асас болған. Шуңлашқиму казаклар қозғилиңи һөҗҗәтләрдә “казаклар вә таранчилар қозғилиңи” дәп көрситилиду. Зайцевск (Челәк) йезиси әтрапидики қизил әскәрләр билән казакларниң җәңлири пәйтидә таранчиларниңму униңға қатнашқанлиғи тиркәлгән. Мана мошу әһваллар Мураевниң җазалаш отрядиниң уйғур йезилириниң бегуна турғунлирини аммивий қиришини уюштурушқа сәвәп болған.
Уйғурларниң казак қозғилиңиға қатнишишиниң сәвәплириниң қандақ болушидин вә қанчилик дәриҗидә қатнишишидин қәтъий нәзәр, йеңидин башланған гражданлар уруши пәйтидә уйғурлар өзлиригә “тәлийи йоқ шерикләрни” қоллиғанлиғидин әйнә шундақ җазаланди. 1918-жили 30-майда Яркәнттин вә Бахтыдин қизил әскәрләр тәрипидин әвәтилгән қисқа телеграммилар мәтинидин қанлиқ қирғинниң барлиқ паҗиәси ениқ көрситилгән: “Таранчилар тар-мар қилинди. Мураев отряди Зайцевскта. Йәнә илгири маңиду” (Алмута вилайитиниң дөләт архиви, ф. 498, оп. 1, д. 91, св. 7, 17-б.). Бахтыға әвәтилгән телеграммида барлиқ инқилапқа қаршиларни қамаққа елиш, әгәр бойсунмиса, етиветиш буйруғи берилгән. “Мошу йәрдә, Верный уезида казакларниң, қирғизларниң вә таранчиларниң қозғилаңчилириниң айрим қисми уҗуқтурулди, айримлири қечип кәтти” дәп тәкитләнгән телеграммида (шу һөҗҗәт, 21-б.).
Тәкитләш лазимки, Верный уезидики казакларниң қозғилиңини қоллап-қувәтлиши уйғурларниң ақгвардиячиләр һәрикитини қоллап-қувәтлигәнлигини билдүрмәйду. Умумән, ақгвардиячиләр һәрикити 1918-жили 18-ноябрь күни адмирал В.Колчак һөкүмәт бешиға кәлгәндин кейин шәкиллинишкә башланған. Ақ гвардиячиләр һәрикәтлири билән алақиларни орнитишни Ғулҗа тәвәсидә яшаватқан, илгири казаклар билән һәмкар болған уйғур лидерлири халиған. Мәсилән, 1919-жили мартта Ғулҗа шәһиридики рус консули Виктор Люба Омск шәһиригә адмирал Колчак билән учришиш үчүн өзиниң ярдәмчиси Воробчук вә Һүсәйинбәг Юнусовни әвәткән. Омскта болса, уларниң миссияси Колчак һөкүмитиниң Ташқи ишлар министрлигиниң вәкиллиригә тонуштурулған һәм улар бирнәччә докладлар вә илтимасларни тәвсийә қилған. Әйнә шу докладларда Ғулҗа тәвәсидики әһвал вә уйғурниң тарихи һәққидә мәлуматлар берилгән. Воробчук вә Юнусов Ғулҗа шәһиридики қачақларни қоллап-қувәтләш үчүн он миллион рубль сорайду. Колчак һөкүмити уларға бир миллион рубль бериду. Амма бу мәбләғму Ғулҗиға йәтмәйду. Улар мошу мәбләққә сетивалған товарлар большевиклар тәрипидин булап-талиниду.
Умумән, Воробчук-Юнусов миссияси нәтиҗисиз болди. Бирақ Ғулҗа шәһириниң ақгвардиячиләрниң Йәттисуда кеңәш һакимийитигә қарши һәрбий һәрикәтлириниң әһмийәтлик базисиға айлинишиниң мүмкинлигигә диққәтни җәлип қилди. Колчак һөкүмити Беҗинға Шинҗаңда яшаватқан Россия мусулманлирини большевикларға қарши күрәшкә җәлип қилиш тоғрилиқ илтимас қилиду (Бу илтимас җавапсиз қалдурулған). Җавапни күтмәйла мошу мәхсәт билән Ғулҗиға өзиниң вәкиллири Карцев билән Брянцевни әвәтиду. Шу пәйттә Шәмәй шәһирини егиләп турған атаман Аненков Ғулҗидики русларни вә мусулманларни большевикларға қарши күрәш үчүн җәлип қилиш һәрикәтлирини уюштуриду. Амма, ақгвардиячиләрниң бу планлири әмәлгә ашмиди. 1919-жили адмирал Колчакниң һөкүмити ғулиди. 1920-жили болса, кеңәш-хитай Или протоколи имзалиниду. Шуниңға мувапиқ большевиклар хитайлар билән сода ишлирини башлайду.
Воробчук-Юнусов миссиясиниң йәкүнлири бойичә адмирал Колчак намидин түзүлгән “Грамота таранчинскому народу” пәйда болиду. Мәзкүр грамотиниң мәтини Россия Федерацияси дөләт архивида сақланмақта. Бу һөҗҗәт Умумий тарих институтиниң хадими Салават Исхаковниң “Гражданская война в России и мусульмане. Сборник документов и материалов” (Москва, 2014) дегән китавида елан қилинди. Уни Азнат Талипов уйғур тилиға тәрҗимә қилип “Ақлар” вә “қизиллар” арисидики таранчилар” (“Уйғур авази”, 2017-ж. 23-ноябрь) дегән мақалисида тәкитләп өтти.
Адмирал Колчакниң таранчи хәлқигә мураҗиити 1919-жили 16-июльда елан қилинған. Бу мураҗиәт “грамота” дегән сөз билән ениқланған һәм иҗабий мәнада берилгән. Йәни рәғбәтләндүрүш вә соға қилиш мәнасида чүшәндүрүлиду. Хәттә Йәттису уйғурлири сан җәһәттпин аз, бирақ қәйсәр, Россия дөлитигә, һазир униң қануний вариси болуватқан Колчак һөкүмитигә садиқ хизмәт қилған хәлиқ сүпитидә көрситилгән. Грамота Йәттисудики әһвални ақгвардиячиләр мәнпийити турғусидин көрсәткән. Шундақла у йәрдә большевиклар “қозғилаңчилар” дәп көрситилгән. Бу йәрдә Колчак мәмурийитидә таранчиларниң большевикларға көрсәткән “қаршилиғи” пәқәт Юнусов вә Воробчукниң сөзлиригила асасланған. Улар Верный шәһиридики казакларниң қозғилиңиға уйғурларниң қатнишишини “қаршилиқ” дәп ейтқан. “Юнусов билән Воробчук Йәттису уйғурлирини большевикларға қарши чиқти дәп Колчакқа йәткүзгән” дегән тәхмин қилиш мүмкин. Воробчук-Юнусов миссияси пәйтидә Мураевниң қизил әскәрләр отряди уйғур йезилирини аммивий қирғанлиғи тоғрилиқ мәлуматлар пәйда болиду. Шуңлашқа адмирал Колчакниң грамотисида миңлиған бегуна адәмләрниң төкүлгән қени большевикларға қарши күрәштә төкүлгән қан сүпитидә көрситилиду. Һәқиқәттә болса, бу қан уларға қарши күрәштә төкүлгән қан әмәс, бәлки қизил әскәрләрни нан билән күтүвалған течлиқ аһалиниң қени еди.
Адмирал Колчакниң таранчи хәлқигә йоллиған грамотиси типографиялик услуб билән нәшир қилинған. Демәк, уни чоң тираж билән чиқирип, тарқитиш мәхсәт қилинған дегән тәхмин бар. Бу грамота Йәттисуда ақгвардиячиләрниң һәрбий һәрикәтлири башланған әһвалда уйғур аһалисини өз тәрипигә җәлип қилиш үчүн тәйярланған болушиму мүмкин. Амма грамотини бу мәхсәттә пайдилиниш мүмкин болмиди.
“Ату” паҗиәсини қизил террорниң акти сүпитидә көрситиш үчүн большевикларниң Йәттисуда җазалаш амиллирини пәқәт уйғурларғила мунасивәтлик әмәлгә ашурмиғанлиғини нәзәрдә тутқан дурус. “Қизил террор тоғрилиқ” декрет елан қилинғандин кейин вилайәттики башқиму хәлиқләргә мунасивәтлик җазалаш ишлири жүргүзүлди. Мәсилән, 1920-жили 12 – 19-июнь күнлири арилиғида Верный һәрбий горнизонида йүз бәргән қозғилаңни бастурғандин кейин униңға қатнашқан барлиқ рус деханлири, қозғилаң рәһбәрлири етилди. Йәнә бир мисал: пәвқуладдә комиссариатниң Йәттисуда кеңәш һөкүмитигә қарши һәрикәт қилди, дәп әйипләнгән 47 адәмниң мүлкини мусадирә қилиш вә уларни етиветиш тоғрилиқ қарари (“Правда” Верный гезити, 1920, 27-ноябрь, 1-2-бәтләр; МДҺ ҚҖ, ф. 1261, оп. 1, д.1). Җазаға кесилгәнләр асасән руслар болған. Шуларниң арисида қазақлар һәм Хафиз Авутов исимлиқ қәшқәрлик уйғурму болған екән. 38 яшлиқ қәшқәрлик уйғур хитай граждини болсиму, “кичик содигәр сүпитидә Хитай территориясидики ақгвардиячи рус бандилириниң пайдисиға шпионлуқ қилған“ дәп әйиплинип, етип ташланған.
Шундақ қилип, “Ату” паҗиәсини қизил террорниң ярқин көрүнүши сүпитидә көрситиш һәқиқәткә йеқин. Мошу пикирни қоллап-қувәтләп, биз шундақла тарихий вақиәләр тоғрилиқ биртәрәплимилик схематикилиқ пикирләрдин ваз кечишимиз керәк. Чүнки гражданлар урушиниң дөләт аһалиси үчүнму чоң паҗиә болғанлиғини унтумаслиғимиз лазим. Җәмийәт бир-биригә өчмән вә пикри қошулмайдиған топларға бөлүнүп кәтти, һәтта бир аилиниң әзалири сәясий баррикадиниң икки тәрипидә болди. Әйнә шу гражданлар урушиниң қайнимиға Йәттису уйғурлириму кирип қалди. Улар Верный уезидики казакларниң қозғилиңини қоллиғини үчүн наһайити чоң бәдәл төлиди. Әлвәттә, гражданлар урушиниң сәясий һәрхиллиғини ақлар билән қизиллар арқилиқла өлчәшкә болмайду. Шундақла аммивий қирғинниң сәвәплирини пәқәт қизил террорниң ақивәтлири дейишкиму болмайду. Сәвәви, аммивий қирғин – Россия империясиниң чәт өлкиләрни колонияләштүрүш җәриянида пәйда болған иҗтимаий тоқунушларниң әкси көрүнүши. Бирақ һәрхил амилларниң болушиға қаримай, уйғурларни аммивий қириш инқилавий Россиядики сәясий тәқипләрниң дәсләпки мисали болғанлиғи ениқ. Гражданлар уруши дәвридики “қизил террор” 1930-жиллардики сталинчә тәқипләшләрниң вә Кеңәш Иттипақидики башқиму паҗиәләрниң башланмиси болған.

Абләһәт КАМАЛОВ,
тарих пәнлириниң доктори, профессор.