U uyghur xelqining wijdani édi
У уйғур хәлқиниң виждани еди
(Турғанҗан Имир оғли Розахуновниң 70 жиллиғиға)
Вақит – әң чоң таразидур, чүнки у өтмүшни халисанә баһалайду вә һәммә нәрсини оз орнига қойиду.
2020 жил 1 -январьда 70 яшқа толған Турганҗан Имир оғли Розахунов үч жилдин бери аримизда йоқ.
Униң дәпин мәрасими күни 1000 дин ошуқ адәм, яшлардин тартип мойсүпәтләргичә матәмгә чөмди. Турғанжанни дәпин қилидиған қәбирстанлиқниң ичи бу жудалиқтин қәлбидә өртиниватқан инсанларға толди. Қазақ җамаәтчилиги, хусусән, Қазақстан уйғурлириниң бешига чүшкән йоқитишниң беқияс орни өз әксини тапти
Турғанжан хилму- хил иҗтимаий қатламлардики адәмләрниң психологияси бойичә мутәхәссис вә җамаәт ишлири саһасидики мутәхәссис еди.
У бу саһаларни чүшүнүпла қалмай бәлки жуқури дәрижигә елип чиқти.
Өткән әсирдә Қазақстан уйғурлири арисида Турганҗанға охшаш инсанийлиқ вә данишмәнлик турғусидин җәмийәт арбаблирини нәзәрдә тутидиған болсам, бундақ дәрижидик әрбапларниң көп әмәслигигә көз йәткүзимән. Мәсилән өткән әсирдә яшиған Абдулла Розибақиев.
Улар Кеңәш Иттипақи дәвридә яшиди вә бир хил сәясий сәвийәгә егә еди, һәр иккиси инсанийәтниң изгү идеаллирига садиқ еди. Гәрчә улар түрлүк дәвирләрдә яшиған болсиму уларни хәлқигә болған сөйгү, рәһбәрниң истедати бирләштүрди. Улар әң муһими виждан егиси еди .
Турғанҗан бала чеғидин башлап иқтидарлиқ вә әқиллик болуп, өз билимини мустәқил рәвиштә дайим тәкамуллаштуратти. Ата-ана вә әтраптики муһит, өзигә қаттиқ қоллуқ болуш, тәбийитидики аң-сәвийә вә әлвәттә мәктәп уни һәр дайим интилип кәлгән әң жуқури мәнавийәт билән тәминлиди. Турғанҗан пәқәт өз хәлқиниң урпи-адәтлири билән әнъәнилирини, тарихини яхши билипла қалмай, рус вә кеңәш әдәбиятини, қазақ вә Оттура азиядики язғучиларниң нәзмий вә нәсрий әсәрлирини яхши биләтти. . Турғанҗан Имир оғли һаяти вә паалийити арқилиқ ,истедат ва вә аң-сәвийә егиси үчүн һеч қандақ тосалғулуқ йоқлиғини, һәр қандақ түзүм шараитида иҗтимаий-ихтисадий муәммаларни һәл қилиш йоллирини тепиш мүмкүнлигини, өзиниң узақни көридиған инсан екәнлигини испатлиди. Турғанҗан билән бир вақитта дуниядин өткән кеңәш вә рус язғучиси Фазил Искәндәр: «Даналиқ — бу аңни тәләп қилидиған аңдур» дегән еди.
Бу сөзләр бизниң достимизни әң жуқури дәрижидики мулайим вә дана шәхс сүпитидә йәнә бир қетим ядимизға салиду. Турғанҗан Имир оғлиниң йәнә бир пәзилити шуки, у һәммә җайда өз хәлқиниң һәқиқий вәкили еди. Униң нутуқлирини тиңшиғучиларниң сани вә тәркиви қандақ болушидин қәтъий нәзәр, һеч кимни бепәрва қалдурматти, чүнки улар адәмниң жәмийәттики иҗтимаий орнидин қәтъий нәзәр, инсанийлиғини чоңқур һөрмәт қилишатти. Қазақстан уйғурлири униң жәмийәтлик паалийәтләр мәйданиниң мәркизидә турғанлиғини вә униң һәрикити, мәдәнийити, әқли билән башқа милләт вәкиллири уйғурларни умумән бир хәлиқ сүпитидә һөкүм қилишини яхши чүшинәтти. Шуниң үчүн, униң нутуқлири мәҗбурийәтсиз яки шуарвазлиқ ибариләр, партия шиарлири вә башқа агзәки сөзләрдин хали еди. Шу түпәйли униң нутуқлири тамашибинлар қәлбигә тәсир қилип, узақ вақит мабайнида ядида қалди. У өзиниң ярқин тәпәккүри билән бирликтә ғурурни ойғитидиған аддийлиғи, кәмтарлиғи билән пәриқлинип туратти. Шундақ қилип, көпчилигимиз уни әсләймиз. Униң исмини, пүткүл һаятини беғишлиған изгү ишини унтушқа һәққимиз йоқ.
Шәрипжан Надиров,
География пәнлириниң доктори, профессор