Iparxan_tarixi_qisse
Ипархан
(Тарихий һөҗҗәтлик қиссә)
Тәклимакан Уйғур нәшрийати нәшир қилди
2007 йил 4 ай Истанбул www.uyghurweb.net
Кириш сөз
Қәдимки түркий хәлқләр тарихида чәтъәл басқунчилириға қарши күрәш қилип, хәлқъағзида дастан болған алп, қәһриман вә җәсур хотун қизлар наһайити көп.
Өтмүштә туран земинида әнә шундақ хәлқ ичидә дастан болуп келиватқан Тумарс,Айбәрчинләр вә уларниң йав дүшмәнләргә қарши кәскин җәңләрни елип берип, көрсәткән җасарити һәққидә наһайити көп оқуған вә аңлиғанмиз.
Шуниңға охшаш, мәркизий асийадики Уйғур хәлқиниң узақ өтмүш тарихини варақлисақму, әнә шундақ өз вәтининиң азадлиқи вә һөр әркинлики үчүн дүшмәнләргә қарши күрәштә өзлириниң аҗайип җасарәтлири билән шөһрәт қазанған хотун қизларни көпъучритимиз.
Һәр бир хәлқ өз бешидин шат хурамлиқ, ғәм әләм вә қайғулуқ күнләрни кәчүргән болиду. Лекин Уйғур хәлқи йеқинқи 250 йилдин буйан шад хурамлиқ күнләргә нисбәтән қайғу әләмлик вә тәшвишлик күнләрни көпрәк өткүзүп кәлмәктә.
Әнә шундақ күнләрдә, өз ата анилири, ака укилири вә сөйүмлүк йару бурадәрлири билән бир қатарда туруп, дүшмәнләргә қарши күрәшкән хотун қизлиримиздин Ипархан,Майимхан, Нозугум, Ризвангүл, Хәдичәхан, Рабийә Қадирларниң намлири әпсанивий ривайәтләргә айланған һәқиқий тарихий шәхсләр болуп, уларниң намлири Уйғур хәлқиниң тарихий сәһипилиригә алтун һәрпләр билән йезилғусидур.
Биз бу әсиримиздә, йуқирида тилға елинған Уйғур айаллириниң ичидин пәқәт «Ипархан» һәққидә тохтилип өтмәкчимиз. Йәни Ипархан ким? У кимниң әвлади? У қандақ қилипбейҗиңға берип, чиң сулалисиниң хани чийәнлоңниң ордисиға чүшүп қалди? У ханғатартуқ қилинғанму йаки әсир чүшкәнму? У чийәнлоң ханниң ханиши болғанму йоқ. Униңсүритини кимләр сизған, Ипархан һәққидә кимләр немиләрни йазған, униң ахирқи тәқдириқандақ болған, җәсити қәйәргә дәпнә қилинған? Дегәнгә охшаш мәсилиләр үстидә тәпсилийтохталмақчимиз. Чүнки, бу һәқтә хитай вә чәтъәл мәтбуъатлирида наһайити көп бәс муназирәъелан қилинған болуп, бизму бу һәқтә өз көз қаришимизни байан қилиш үчүн «Ипархан» дәп аталған ушбу рисалимизни елан қилиш арқилиқ, көз қараш җәһәттә көпчилик оқурмәнлиримиз билән ортақлишишни асасий мәқсәт вә вәзипимиз дәп билдуқ.
XVIII Әсирниң иккинчи йеримидики Шәрқий Түркистанниң тарихий вәзийити
17 вә 18 әсирниң иккинчи йеримида муңғул уруқлиридин болған җоңғарлар (ойрат қалмақлар) «Шәрқий Түркистан»дики Тәңритеғиниң шимали, йәни Қумул, Турпан, Алтай, Тарбағатай (һазирқи Чөчәк), Үрүмчи вә Или вилайәтлирини бесивелип, бу территорийәдики кәң йайлақларда көчмән чарвичилиқ билән шуғулланған иди.
Бу дәврдә, Шәрқий Түркистанда икки ханлиқ мәвҗут болуп, бири, Тәңритеғиниң Шимали даъилини мәркәз қилған җоңғар ханлиқи, йәнә бири, Апақ хоҗа әвладлириниң җоңғар қошунлириниң йардими билән Тәңритеғиниң җәнубидики алтишәһәрни өз ичигә алған «Йәркән сәъидийә ханлиқи»дин тартивалған һөкүмранлиқ иди.
Лекин, хоҗилар һәр йили җоңғарларға баҗ селиқ тапшурғандин сирт, һакимийәт бешидаъолтурған хоҗилар өз оғуллирини җоңғарларға гөрүгә қойатти вә улар Илида нәзәрбәндтә тутуп турулатти. Шу арқилиқ җоңғарлар Тәңритеғиниң җәнубидики хоҗиларниң өзлиригә (йәни җоңғарларға) сийасий вә иқтисадий җәһәттин қарам икәнликини капаләтләндүргәниди.
1745 йили җоңғар хани Ғалдан Серин өлгәндин кейин, җоңғар феъодаллири оттурисидики һакимийәт күриши әвҗигә чиқти. Бир нәччә йиллиқ күрәштин кейин, 1751 йили Ламадарчи һакимийәт бешиға чиқти. Униң җазалишидин қорққан үч қәбилә рәъиси: Хойтиқә билсидин Аморсана, Хошут қәбилисидин Базҗор вә Чарас қәбилисидин Дабачилар җоңғарийәдин қечип кетип, Ламадарчи һакимийитини сирттин ағдуруветиш үчүн күрәш қилди.
Әнә шундақ күрәшләр нәтиҗисидә, Чарас қәбилисидин Дабачи һакимийәт бешиға чиққан болсиму, униң һөкүмранлиқиму узунға бармиди. Чүнки Хойти қәбилисиниң рәъиси Аморсана униңға қарши чиқти. Бу урушта мәғлубийәткә учриған Аморсана 1754 йили адәмлирини башлап чин сәддидин өтүп, чинлиқларниң һимайисигә кирди. Андин уларниң қоллап қуввәтлиши вә йардими билән җоңғарийәдә өз һакимийитини турғузмақчи болди.
Узундин бери Шәрқий Түркистанни бесивелишниң койида йүргән чин хақани, өз мәқситини әмәлгә ашурушниң пурсити кәлгәнликини ойлап, Амурсанани қоллиди вә униң җоңғарийәдә һакимийәт тиклишигә йардәм қилған болувелип, әмәлийәттә шу арқилиқ Шәрқий Түркистан земинида өз һөкүмранлиқини орнатмақчи болди.
1755 йили май ейида, чин қошуни җоңғарларға қарши ләшкәр тартип һуҗум қилған вақитта, уларға тәң келәлмигән җоңғарлар қошуни Дабачи башчилиқида Муздаван арқилиқ Үчтурпанға қечип бариду. Үчтурпан һакими Хоҗи бәг өз һакимийитини сақлап қелиш мәқситидә, чин қошунлириға йардәм қилип Дабачини әсир елип, чин қошуниға тапшуруп бериду.
Хоҗи бәгниң бу ишидин наһайити хурсән болған чин қошуниниң қоманданлири өзлири үчүн садақәт көрсәткәнлики үчүн уни наһайити көп мал мүлк билән мукапатлап, һакимлиқ мәнсипини сақлап қалди.
Үчтурпан һакими Хоҗи бәг билән Ақсу һакими Абдулваһаб чин қошунлириниң Қәшқәргә йүрүш қилиш вә уни игәлләш нийити барлиқини билип, уларға: «Қәшқәрийәгә һазир Апақ хоҗа әвладлири һөкүмранлиқ қилиду. Җоңғарлар Қәшқәрийәдики хоҗа әвладлирини өзлиригә қарам (беқинди) қилип тутуп туруш үчүн, 1700 йили җоңғар хани Сиван Рабдан(1697 1727) Қәшқәрдики ақ тағлиқ хоҗиларниң рәһбәрлиридин Әһмәт хоҗини гөрүгә тутуп, Илигә елип чиқип кәткәниди. У, Илида икки пәрзәнт көрди. Уларниң чоңи Бурһанидин, кичики Хан хоҗа (Хоҗа җаһан) болуп, уларниң Қәшқәрийәдики абруйи наһайити чоң. Шуниң үчүн, Қәшқәрийәни бесип елиш үчүн улардин пайдилиниш лазим» дәп мәслиһәт бәрди.
Бу мәслиһәттин мәмнун болған чин генерали Җавхуй әһвални чин хақаниға йәткүзүп, рухситини алғандин кейин, Илида Барумтай (Гөрүдә) турған ака ука Бурһанидин хоҗа билән Хан хоҗини тутқунлуқтин азад қилип, уларни Тәңритеғиниң җәнубиға берип, уни чин хақаниға қарам қилип бериш вәзиписини йүкләп, бир қисим қошунлар билән Қәшқәрийәгә әвәткәниди. Дәл шу күнләрдә, гәрчә чин қошунлириниң йардими билән җоңғарийидики һакимийәтни тартивалған болсиму, өзиниң чин хақаниға алданғанлиқини, җоңғарийәдики барлиқ һакимийәтниң чин хақаниниң қолиға өтүп, өзиниң қолида һечқандақ һоқуқ қалмиғанлиқини, бәлки өзиниң чинлиқларниң қорчиқиға айлинип қалғанлиқини чүшәнгән Амурсана чинға қарши исйан көтүрүп, чин қошунлириға уруш елан қилиду. Ака ука хоҗилар униң кәйнидинла Шәрқий Түркистанниң мустәқиллиқи үчүн күрәшкә атлиниду.
Вәзийәтниң тосаттинла бундақ өзгирип кетиши, чин қошунлириниң җоңғар вә Амурсана қошунлирини қоғлап, қазақ даласи арқилиқ Оттура Асийаниму бесивелишқа охшаш қәбиә нийити пүтүнләй мәғлубийәткә учриди. Шундин кейин, чин қошунлири җоңғар вә Амурсана қозғилиңини тинҗитиш үчүн 1755 1757 йиллири вә ака ука хоҗиларниң миллий азадлиқ үчүн елип барған күрәшлирини бастуруш үчүн 1758 1759 йиллири Уйғур хәлқиниң үстидин бир нәччә йиллиқ қанлиқ қирғинчилиқ, басқунчилиқ урушлирини елип барди.
Шундақ қилип, Тәңритеғиниң шималидики җайларни игәлливалған чин хақани өзиниң йавуз нәзирини Тәңритеғиниң җәнубидики кәң вә бай Қәшқәрийәгә қаратқан иди. Бу өлкини бесивелиш нийитигә кәлгән чин хақани башқичә тактика йәни Уйғурларни Уйғурларға қарши қойуш арқилиқ өзлири һечқандақ талапәткә учримайла бу җайларға өз һөкүмранлиқини тиклимәкчи болди. У җоңғарлар һөкүмранлиқ қилған дәврләрдә Илида гөрүдә тутуп турулған ака ука хоҗилардин пайдилиништәк хам хийалда болғаниди.
Ака укиларниң Қәшқәрийәдики йүз абруйидин пайдилинип Қәшқәрийәни бесивалмақчи болған чин хақани уларни чин қошунлириға маслишип һәрикәт қилиши үчүн наһайити чоң мәнсәп вә нурғун байлиқларни вәдә қилди.
Ака ука хоҗилар әсирлик вә тутқунлуқтин азад болуп, өз ана йурти Қәшқәрийәгә қарап кетиветип, Қәшқәрийәни чин ханиға қарам қилип, униң мустәмликисигә айландуруп қоймақчи болған нийәтлиридин ваз кәчти.
Хан хоҗа акиси Бурһанидин хоҗиға қарап: «Ака! Биз қуллуқ, тутқунлуқ, һоқуқсизлиқ вә вәтәнсизликниң дәрдини көп тарттуқ. Җоңғарлар бизни инсаний һоқуқлиримиздин пүтүнләй мәһрум қилип, динимизни айақ асти қилди. Әрлиримизни қул, айаллиримизни дедәк қилип ишләтти. Бүгүн биз тутқунлуқниң төмүр қәпизидин қутулуп, әркин нәпәс елип йашимақтимиз.
Бу әркинлик, һүрлүк Аллаһ Таъала тәрипидин һәр бир инсанға берилгән бүйүк неъмәттур.
Биз тутқунлуқта йашиған вақтимизда, һайатимизни худди йолвас ағзида турғандәк һәр даъим қорқу вә тәһдид астида өткүзгәнидуқ. Мана йолвас ағзидин қутулдуқ, әмди өзимизни әҗдиһаниң ағзиға тутуп бәрмәйли! Әгәр Қәшқәрийәни өз қолимиз билән чин ханиға қарам қилип, икки қоллап тутуп бәрсәк, хәлқимиз алдида йүзимиз қара болуп, миллитимиз бизни таъәбәдкичә ләнәтләйду. Әң йахшиси, мушу йахши пурсәтни чиң тутуп, Қәшқәр хәлқиниң бизгә болған һөрмәт вә ишәнчисидин пайдилинип, хәлқни кәлкинди вә басқунчи чинхақаниға қарши қозғап, уларни өз вәтинимиз вә муқәддәс туприқимиздин қоғлап чиқирайли вә дунйадики башқа милләтләргә охшаш өз миллий дөлитимизни қуруп, хәлқимизни тинчлиқ вә һөрлүктә йашитайли! Вәтән сөйүш ― иманниң җүмлисидиндур» деди.
Хан хоҗиниң сөзлири акиси Бурһанидин хоҗиға бәкму тәсир қилди. Өз укисидин бундақ алийҗанаб пикир чиққанлиқиға қаттиқ хурсән болған Бурһанидин хоҗа униң сөзлиригә пүтүнләй қошулидиғанлиқини билдүрди. Шундақ қилип, сатқунлуқ вә хаъинлиқ қилишқа мәҗбурлиған чин хақаниниң қара нийәтлиридин өзлирини азад қилип, Вәтән вә миллий мустәқиллиқ үчүн күришиш дегән алийҗанап мәқсәт вә нийәтлири билән кәлкинди дүшмәнләргә қарши миллий азадлиқ йолидики улуғ Вәтән урушини башливәтти.
Ака ука хоҗиларниң чин хақаниға қарши уруш елан қилиши
Чин хақани Чийәнлуң ака ука хоҗиларниң чин қошуниға маслишип Қәшқәрийәгә һуҗум қилиши үчүн уларға чоң мәнсәп вә нурғун мал мүлк вәдә қилғандин кейин, Аминдав башчилиқидики қошунни Шәрқий Түркистанға әвәтти. Пилан бойичә, қошун Кучарға кәлгәндә, ака ука хоҗилар бу қошун билән бирлишип, Қәшқәр тәрәпкә йүрүш қилиши керәк иди. Лекин хоҗилар чин қошуни билән бирләшмиди, бәлки әксичә, бу қошунға һуҗум қилип, Аминдавни өлтүрүп, қошунини тармар қилди. Бу вәқә 1757 йилиниң април ейида йүз бәрди.
Аминдавниң өлтүрүлүши ака ука хоҗиларниң чин хақаниға уруш елан қилиши болуп, чин хақаниниң ака ука хоҗилар арқилиқ Шәрқий Түркистанни бесивелиштәк қара нийити бәрбат болғаниди.
Ака ука хоҗиларниң вәтән азадлиқи үчүн елип барған бу һәрикитини пүтүн Уйғур хәлқи қоллап қуввәтлиди. Уйғур хәлқи пүтүн милләтни өз мустәқиллиқини сақлап қелишқа чақирған Бурһанидин хоҗини «ай хоҗа», Хан хоҗини «күн хоҗа» дәп мәдһийиләш билән биргә, Бурһанидин хоҗиға «сәйфи дәвлә» йәни «дөләтниң қиличи» дегән йүксәк пәхринамниму бәргәниди.
1758 йили, чин хақани «Исйанчи Уйғурлар»ни бастуруш үчүн Йархашәнни «Уйғурларни тинҗитиш генерали» тәйинләп, 20 миң кишилик қошунни «Уйғуристан»ға әвәтти. Қошун чиндин Уйғур дийариға кирип, Қумул, Турпан шәһәрлирини бесип өтүп Кучар шәһиригә йетип келиду. Или вилайитидин генерал Йархашәнгә йардәмлишиш үчүн 20 миң кишилик қошун Қучарға әвәтилиду. 1758 йили ийулда, 50 миң кишилик басқунчи чин қошунлири Қучарға йетип келиду.
Ака ука хоҗилар болса, аран 10 миң кишилик қошун тәшкиллигән болуп, қошун асасән оқйа, қилич, нәйзә вә калтәкләр билән қоралланғаниди. Һечқандақ һәрбий тәлим тәрбийә көрмигән хоҗилар қошуни, чин қошунлириға қарши җәңдә наһайити чоң җасарәт көрсәткән болсиму, еғир талапәткә учриди. Чин қошуни шәһәр қәлъәсини қоршивалди. Ака ука хоҗилар 100 гә йеқин адимини башлап, Қучар шәһәр сепилини қоршивалған чин Пен Җийашин, Чин Суло, Мугүәнвей: хитай тилидики «Уйғур тарихи һәққидә қисқичә материйаллар топлими» 1981 йил Бейҗиң нәшри, 2 Қисим 466 бәт.
Қошунлириниң муһасирисини бөсүп өтүп Қәшқәр тәрәпкә йүрүп кәтти. Бу вәқә, 1758 йил 24 ийунда болуп өткәниди.
Чин хақани Чийәнлуң өзиниң әң әшәддий дүшминигә айланған ака ука хоҗиларни қолға елиш вә җазалаш пурситини қолдин берип қойғанлиқи үчүн қошун қомандани генерал Йархашән башчилиқидики бир түркүм һәрбий әмәлдарни өлүм җазасиға һөкүм қилди.
Чин хақани Йархашәнгә өлүм җазаси бәргәндин кейин, Қәшқәргә йүрүш қилмақчи болуп, Қучарда туруватқан чин қошунлириға қоманданлиқ қилиш вәзиписигә Тәңритеғиниң Шималидики җайларни бесивелиш вә җоңғарларни йоқитишта алаһидә хизмәт көрсәткән башқа бир генерал Җавхуйни тәйинлиди.
30 миң кишилик чин қошуни аввал Хан хоҗа қошунлирини йоқитиш үчүн 1758 йилиниң 6 өктәбир күни Йәркән шәһириниң қәлъәсигә йеқинлишип кәлди. Мустәһкәм селинған Йәркән қәлъәсини алалмиған Җавхуй қошуни, Йәркән дәрйасиниң оң қирғиқидики Қарасу дегән җайға чекинип, у йәрдә өзлири үчүн һәрбий база қурушни пиланлиди. Қарасуға чекингән чин қошунлири Йәркән дәрйасиниң үстигә қурулған йағач көврүк арқилиқ қарши тәрәпкә өтүватқанда, көврүк сунуп кетип, қошун иккигә бөлүнүп, бир қисми дәрйаниң оң қирғиқида, йәнә бир қисми сол қирғиқида қалди. Бундақ йахши пурсәттин пайдиланған Хан хоҗа қошуни чин қошунлириға һуҗум қилип, уларни наһайити еғир талапәткә учратти. Йәркән дәрйасиниң икки қирғидики бу уруш бәш күн давамлашти. 13 өктәбир күни чин қошунлири наһайити еғир мәғлубийәткә учриди вә Җавхуй қошуни Хан хоҗа қошуниниң қоршавиға чүшти. Бу қоршав үч айғичә давамлашти.
Җавхуй қошуни қоршавда қелип, озуқ түлүктин қийниливатқан бир пәйттә, чин хақани
1758 йили декабирда, башқа бир генерали Намҗар башчилиқида йардәмчи қошун әвәтти. Лекин бу қошунму тармар қилинип, Намҗар өлтүрүлди.
1759 йили йанвар айлирида, Җавхуйни қутқузуш үчүн пудий генерал башчилиқида наһайити чоң қошун әвәтилди. Бу икки қошун, йәни вәтән үчүн, азадлиқ үчүн күрәш қиливатқан Хан хоҗа қошуни билән басқунчи чин қошуни оттурисида төт кечә күндүз қаттиқ җәң болди вә пудий қошунлириму қоршавға елинди.
Чин қошунлириниң арқа арқидин мәғлубийәткә учриғанлиқи һәққидики хәвәр Бейҗиңға йетип бериши билән қаттиқ ғәзәпләнгән чин хақани дәрһал һәрикәтлинип, өзиниң әң заманивий милтиқ зәмбирәкләр билән қоралланған қошунни Хан хоҗиға қарши әвәтти. Аддий оқйа, қилич нәйзә вә калтәк чомақ билән қоралланған Хан хоҗа қошунлири пәқәт өзлириниң: «вәтән, милләт азадлиқи үчүн җенимиз пида!» дәйдиған җасарити нәтиҗисидә дүшмәнләрдин үстүн келип, ғәлибә қазинивататти.
Әң заманивий от ачар қораллар билән қоралланған чин қошунлири «Уйғуристан» земиниға айақ басқан күндин етибарән аддий хәлқ, тинч аһалә йаки өзлиригә қарши күрәш қиливатқан қошунни айримай, пүтүн йол бойи алдиға учриған шәһәр қишлақлардики аддий пуқраларниму қирип ташлап, өйлиригә от қойуп, вәйран қиливәтти. Бу қошун алди билән пудий қошунлириниң қоршавдин қутулуп чиқишиға йардәм қилди. Андин икки қошун бирлишип, Қарасуда қоршавда йатқан Җавхуй қошуниға йардәм қилип, уларниму Хан хоҗа әскәрлириниң муһасирисидин азад қилди. Бу вәқә, 1759 йил йанвар ейиниң ахирқи күнлири йүз бәргәниди1.
Қоршавдин қутулуп чиққан чин генераллири өзлирниң барлиқ қошунлирини башқидин тәшкилләп, Йәркән йаки Қәшқәрдә әмәс, бәлки Хан хоҗилардин наһайити йирақрақ йәрдики Ақсуда һәрбий базисини қуруп, ака ука хоҗиларға қарши уруш қилиш үчүн җиддий тәййарлиққа тутуш қилди.
Шундақ қилип, чин хақаниниң «Уйғур дийари»ни бесивелиш үчүн елип барған биринчи қетимлиқ уруши әнә шундақ шәрмәндиләрчә мәғлубийәт билән ахирлашқаниди.
Ақсуға чекингән чин қошуни бәш ай җиддий тәййарлиқ қилди. Улар пүтүн қошунни заманивий от ачар қораллар билән қоралландурғандин сирт, йеңи уруш стратегийә вә тактикилирини түзүп чиқти. Бу уруш стратегийиси бойичә, Қәшқәр вә Йәркән шәһәрлири кәң көләмлик қоршилип, мустәһкәм орунлаштурулған от чәмбирикиниң ичигә елинип, чин қошуниға қаршилиқ көрсәткүчи барлиқ күчләр шәпқәтсизләрчә қирип ташлинатти. Бу уруш, 1759 йили май ийун айлирида башланди.
Чин емперийиси йәрлик хәлққә қарши «қоршап йоқитиш», «от қойуп йоқитиш», «йәрлик бандитларға бишәпқәт болуш» қа охшаш қәбиә усулларни қоллинип, нарәсидә балилар, қиз айаллар вә қери чөриләргиму қилчә рәһим шәпқәт қилмай башлирини қиличтин өткүзди йаки етип ташлиди.
Әң заманивий қораллар билән қоралланған вә сан җәһәттики мутләқ үстүнлүкидин пайдиланған чин қошуни ака ука хоҗиларға қарши омумийүзлүк уруш башлап, уларни мустәһкәм һалқа ичигә елип, қирип ташлаш үчүн һәрикәтләнди.
Уйғур хәлқиниң 12 дәрвазилиқ қәдимки шәһири ― Йәркән шәһири вә униң йенидики Йәркән дәрйаси,
Қарасу әтрапида йүз бәргән уруш бәш күн давамлашти. Бу қирғинчилиқ уруши шундақ шиддәт билән елип берилдики, ат туйақлири астидин чиққан чаң тозан қуйаш йүзиниму тосувалғачқа, күн билән түнниң пәрқи қалмиғаниди. Йәркән вә Қарасу дәрйалирида зилал сулар орниға Уйғур хәлқиниң қанлири сәл болуп ақти. Уйғур хәлқи бу урушта өз җенини пида қилип, мисли көрүлмигән җасарәтни көрсәтти.
1 (Шу намлиқ әсәрниң 467 бети).
Хоҗа җаһан бу урушта өз әскәрлирини риғбәтләндүрүп: 1әй шир йүрәк палванлар! Әй талмас биләк батурлирим! Мана бизни җәңгә чақирғучи сур (канай сунай) челинди.
Каманиңларни тәрәң тартип, қиличиңларни йалиңачлап, йавуз басқунчиларға қарши җәң қилиңлар! Бу җәңдә биз йа зәпәр қазинимиз йаки вәтән азатлиқи йолида әзиз җенимизни қурбан қилимиз. Йаки хәлқимиз вә келәчәк әвладлиримиз бизни ғурур билән әсләп йүрсун!» дәп хитаб қилатти.
1759 йилиниң авғуст ейи, Памир теғиниң Йешил көл дегән җайида һәр икки тәрәп қошунлири наһайити көп талапәт көрди. Ака ука хоҗилар дүшмәнниң қатму қат қоршавини йерип өтүп, Бәдәхшан тәрәпкә чекинишкә мәҗбур болди. Уларниң арқисидин қоғлап келиватқан чин генераллириниң доқ попозисидин қорқуп кәткән Бәдәхшан һакими Әһмәтшаһ өзиниң чин ханиға болған садақәтмәнликини билдүрүш үчүн, мусулман қериндашлири болған Бурһанидин хоҗа билән Хан хоҗини өлтүрүп, алтун башлирини чин генераллириға наһайити әрзан баһада сетивәтти. Ака укиларниң кесилгән башлири Бейҗиң кочилирида есилип, сазайи қилинғаниди.
Түрлүк тарихий мәнбәләрдә, ака ука хоҗиларниң өлүми һәр түрлүк тәрипләнгән:
Мәсилән, бәзиләр ака ука хоҗиларни йуқирида зикир қилинғандәк Бәдәхшан һакими Әһмәтшаһ өлтүрди, десә, йәнә бәзиләр бу ака ука хоҗиларни чин қоманданлири тәрипидин әвәтилгән йалланма җасуслар өлтүрүп, башлирини чин генераллириға тапшурған, дәйду. Йәнә бәзи мәлуматларға қариғанда, улар Бәдәхшанға қарап чекиниватқанда бир қәбилә билән тоқунушуп қелип, шу қәбилә башлиқлири тәрипидин өлтүрүлгән, дәп йезилиду.
Уларниң қачан өлтүрүлгәнлики һәққидиму түрлүк ривайәтләр мәвҗут. Лекин А. Хоҗайив:
Ака ука хоҗилар һиҗри 1173 йили сәпәр ейиниң 23 күни, йәни милади 1759 йил 10 айниң 16 күни өлтүрүлгән, дәп йазиду. Бу, һәқиқәткә йеқиндур.
Ака ука хоҗиларниң чинға қарши елип барған миллий азатлиқ күриши вә уларниң паҗиъәлик ақивити һәққидә толуқ мәлумат елиш үчүн А. Хоҗайивниң:
«18 Әсирдики чин империйиси вә Шәрқий Түркистан» намлиқ әсиригә қаралсун.
Ака ука хоҗилар өлтүрүлгәндә, Бурһанидин хоҗиниң бәш йашлиқ оғлиму әсир елинғаниди. Өтмүш бовилиримизниң аманити болған бу вәтәнниң мустәқиллиқи қолдин кетип, азадлиқ роһи күчийип, қисас оти лавулдап йениватқан бир пәйттә, өмүр баһар гүллириниң ондин бири ечилмиған нарәсидә гүдәктин худди әзраъилдин қорққандәк хаватирләнгән чин генераллири уни төмүр қәпәзгә селип, Бейҗиңға апирип қәтли қиливәтти.
Әмма Бурһанидин хоҗиниң кичик оғли Сәъид Муһәммәд (Самсақ хоҗа) аман қалғаниди. Уни Бурһанидин хоҗиниң садиқ достлиридин Илйас Миръахун дегән киши йошурувелип, аввал Кабулға, андин Әнҗанға елип кәлди вә өмриниң ахириғичә бу йәрдә йашиди.
Шундақ қилип, Шәрқтин бастуруп кәлгән чин қошунлириниң үч йиллиқ қирғинчилиқ қилиши нәтиҗисидә, бу өлкини өзигә қарам мустәмликә қиливалған чин хақани әзәлдин «Шәрқийтүркистан», дәп атилип кәлгән бу йуртқа хитайчә нам берип, «Шинҗаң» дәп аташқа башлиди. Бу «йеңи территорийә, йеңи чегра, йеңи мустәмликә» вәйаки «йеңи қошувелинған җай» дегән мәнини билдүрәтти. Уйғур хәлқиниң чин хақаниниң мустәмликичилик сийаситигә қарши елип барған мустәқиллиқ вә азадлиқ күрәшлири бир күнму тохтап қалмиди. Шуниң үчүнму, бундақ миллий азадлиқ күрәшләрниң омумий сани 400 дин ешип кәтти.
Әң ахирқиси, йәни 1991 йилидики Барин инқилаби вә 1997 йилидики Или йашлириниң җәңгивар паъалийәтлири Уйғур хәлқиниң чәтъәл басқунчилириға болған ғәзәп нәприти вә лавулдап турған қисас отиниң әң типик мисали болалайду. Бу һәқиқәтни етирап қилған хитайларниң: «зәй шинҗаң мей нийән шийавлүән, ши нийән далүән (шинҗаңда һәрйилибир кичик қозғилаң, он йилда бир чоң қозғилаң болиду)» дейишиниң өзи Шәрқий Түркистандики миллий азадлиқ күрәшниң һечқачан тохтап қалмиғанлиқини вә һазирму давамлишиватқанлиқини көрситип беридиған муһим пакиттур.
Қәлби йариланған, җараһәтләнгән, наһәқлиқ налиси әвҗигә чиққан бу заманда униңға қарши туруш адаләттур.
Тарих адимизат әвладиниң түгимәс дастани болуп, адаләт көрмигән хәлқ һәрдаъим өз һөкүмдарлириға қарши қозғилип, өз наразилиқини ипадиләп адаләт тәләп қилған.
Чин хақаниға қаршилиқ көрситип, өз йурти, вәтининиң мустәқиллиқини һимайә қилған онмиңлиған хәлқ чин ханиниң өч елишидин қорқуп, 1759 йилиниң ахирқи айлирида, қәһритан соғуққа қаримай, қар муз билән қапланған Тәңритеғидин һалқип өтүп, наһайити көп җапа мушәққәт билән Оттура Асийа вә Пәрғанә вадисиға қечип кәлди.
Болупму, Қоқән вә Әнҗан хәлқи җәбир зулумлардин қечип келиватқан бу хәлқни өзлириниң йеқин қериндашлиридәк күтүп, уларни йемәк ичмәк вә өй җайлар билән тәминлиди. Қечип келиш имканийити болмиған пуқраларниң миллий зулум астида, турмушниң аччиқ азаби вә һайатниң шәпқәтсиз реъаллиқи түпәйлидин көккә көтүрүлгән аһ зарлири пүтүн Шәрқий Түркистан земинини қаплиғаниди.
Бу Уйғурлардин бәхт иқбал йүз өрүп, чин хақаниниң Җаһангирлик туғи Шәрқий Түркистанниң пәләк гүмбизидә ләпилдәп, адаләт қанунлири, инсан һоқуқлири басқунчиларниң айиқи астида пайхан қилиниватқан қараңғу күнләрдә басқунчи дүшмәнләрниң дидариға тәлмүрүп йашаш дозақ азабидинму еғир иди. Уйғурлар өз бешиға кәлгән әнә шундақ еғир күнләрни чидам вә сәбир тақәт билән өткүзүшкә мәҗбур болди. Чүнки Уйғурлар бу йоруқ дунйада өз җениға өзидин башқа меһрибан кишиниң йоқ икәнликини чүшинип йәткәниди.
Чин җаллатлириниң қолидин қечип, аман қалған Сәъид Муһәммәд (Самсақ хоҗа) Әнҗанға кәлгәндин кейин, өйлүк очақлиқ болди вә үч оғул пәрзәнтлик болди.
Уларниң әң чоңи Муһәммәд Йусуп хоҗа, иккинчиси Җаһангир хоҗа, үчинчиси Баһавудун хоҗа болуп, Җаһангир хоҗа өзиниң җәсур, һушйар, чәбдәслики вә миллий ғуруриниң күчлүклүки билән башқилиридин алаһидә пәрқлинип туратти. У йашлиқида Сәмәрқәнт вә Бухарадики мәдрисләрдә оқуп, илим тәһсил қилғандин кейин, Қоқән ханлиқи тәвәсидики җайларда түрлүк лавазимларда ишләп йүрди.
Балилиқ вақитлирида, өз ата бовилириниң шанлиқ өтмүши һәққидә көп нәрсиләрни аңлиған Сәъид Муһәммәдниң қәлбигә: «ата бовилиримизниң мустәқиллиқ күрәш қилиш ғурури вә шәнини қайта тикләш керәк, ундақ болмиғанда, келәчәк әвлад бизни һәргиз кәчүрмәйду» дегән әқидә мәһкәм орниғаниди.
Давами бар….