Четверг, 26 декабря, 2024
Уйғурлар

Gülchéhre_Hoja

Мана бу әркин дунйадики һайат

(өз мухбиримиздин)

Әркинликниң, инсан үчүн қанчилик қиммәтлик икәнлигини, пәқәт әркин йашап баққан кишиләрла билиду. Пәқәт әркинлик болғандила, андин кишиләр өзиниң инсан икәнлигини, инсан болған икән, өзиниң инсанлиқ қиммитини йаритип йашиши кирәклигиниму билиду. Йәнила шу әркинлик болғандила кишиләрдә әркин тәпәккур болиду. Шундақла әркин йашаш вә өзлириниң әркин дөләтини қайтидин қуруп чиқиш арзуси болиду.

Әркин Асийа радиоси уйғур бөлүмниң мухбири, тонулған рийасәтчиси, уйғур хәлқиниң пәхирлик қизи, Гулчиһрә Хоҗа ханимниң өзиниң қәлими вә җасарити арқилиқ арқа — арқидин дунйавий мукапатларға еришиши, униң айилә әзалириниң көп қисми Гулчиһрәниң хизмити түпәйлидин әркинлигидин мәһрум қилинған болсиму, у йавузларға қилчә тиз пүкмәстин, өзиниң қәйсәрлиги, вә җапалиқ әмгиги арқилиқ уйғур хәлқиниң һәсрәтлирини, тартиватқан хорлуқлирини вә уйғур хәлқиниң игилмәс җасаритини дунйаға нәмәйәнд қилишидин дунйа әһли униңға қайил болди.

Йеқинда йәнә Гулчиһрә Хоҗа уйғур елидә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидики муһим хәвәрлири билән «Хәлқара айаллар ахбарат фонди» тәсис қилған «Ахбаратчилиқтики җасарәт мукапати» ға еришти. Тәсис қилинғанлиқиға 30 йил болған бу мукапат чәкләнгән темиларни хәвәр қилған, айалларға интайин қийин болған муһитларда хизмәт қилидиған вә ашкарилаш қийин болған һәқиқәтләрни дунйаға ашкарилашта рол ойниған журналистларға берилидикән. Гулчиһрә өзиниң бу мукапатқа еришкәнликидин шәрәп һес қилидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, буниң адаләт вә һәқиқәт үчүн издиниш йолидики күрәшкүчиләргә илһам болушини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

Биз Гулчиһрә Хоҗа ханимни униң йеқинда еришкән <ئاخباراتچىلىقتىكى جاسارەت> мукапати билән йәнә бир қитим тәбрикләймиз. Әркин дунйада униң техиму көп шан шәрәпләрни қолға кәлтуришигә болған тиләкдашлиғимизни билдүримиз

мәнбә: http://anilar.net/2020/05/26/mana_bu_erkin_dunyadiki_hayat/