Lutpulla_Mutellip
Лутпулла Мутәллип
Һазирқи заман уйғур әдәбийатиниң даңлиқ вәкиллиридин бири, «Шәрқи Түркистан учқунлар тәшкилати» ниң қурғучиси, от йүрәк вәтәнпәрвәр шаъир, драматорг, рәссам, Лутпулла Мутәллип Lutpulla Mutellip 1922- йили 11- айниң 16- күни Йәттә Су вилайитиниң Чүнҗи райони (һазирқи Қазақистанниң Алмута области уйғур райони) Сай Бойи мәһәллисидә дунйаға кәлгән. Һазир бу мәһәллиниң исми Чоң Ақсу мәһәллиси.
Лутпулланиң дадисиниң исми Һезим болуп, Мутәллип униң бовиси иди. Һезим ахун шәрқ классик әдәбийатидин хәвәрдар, әрәб, парс тиллирини билидиған оқумушлуқ молла киши иди. У мәһәллә мәсчитиниң имами болуп, һәм мудәррислик қилғанлиқи үчүн кишиләр уни «Һезим моллам» дәп атайтти.
Лутпулла Мутәллип 1929- йилидин 1931- йилиғичә Йәттисудики пәнний мәктәптә оқуп уйғурчә, латинчә йезиқларда саватини чиқарған, «қол көндүрүш» дәрслиридә рәсим сизиш қабилийитини йетилдүргән. 1931- йили аъилисидикиләр билән Илиға көчүп келип Нилқа наһийисиниң Дөрбилҗин мәһәллисигә орунлашқан. У чағларда Нилқида йеңичә оқуш орунлири болмиғачқа Лутпулла бир молламниң қолида диний билим алған.
Лутпулла Мутәллип 1932- йилиниң ахиридин башлап Ғулҗа шәһиридики татар мәктипидә оқуйду…
Мәктәптә тил- әдәбийат, һесаб, тарих, алгебра, җуғрапийә, вә дин дәрслири өтүләтти. Лутпулла Мутәллип өгиниш вә мәктәп паъалийәтлиридә өзиниң чечәнлики, өткүрлүки вә қизғинлиқини көрситишкә башлайду. Болупму у тил- әдәбийат дәрслирини һәммидин йахши оқуйду…
Лутпулла Мутәллип 1936- йили татар мәктипини түгитип рус мәктипигә кириду. У кейинчә русчидин башқа хитай тилиниму өгүниду.
Лутпулла Мутәллип 1937- йилидин башлап шеъир йезишқа киришкән болуп, униң
Вәтәнпәрвәрлик темисидики шеъирлири «Или гезити» дә давамлиқ чиқип турған. Пешқәдәм шаъир Әнвәр Насири (1904- 1946) Лутпулла Мутәллипниң әдәбий иҗадийитигә чоң тәсир көрсәткән вә униң бәдиъий иҗадийәт җәһәттә йетилишигә йеқиндин йардәмчи болған.
У 1939- йили 9- айда Үрүмчи дарилмуъәллимин мәктипигә қобул қилиниду. Әһмәт Имин Әлнәзәр шу чағдики әһвалларни әсләп шундақ йазиду: 2004- йили қурбан һейтта йазғучи Муһәммәт Шанийаз әпәнди дадамни йоқлап өйимизгә келип дадам билән параңлашти вә Лутпулла Мутәллип тоғрисида сөзләп беришни сориди. Дадам гәрчә 86 йашқа кирип қалған болсиму хатириси наһайити йахши болуп, 60 йил илгири болуп өткән бу ишларни бизгә тәпсилий сөзләп бәрди:
1939- йил 8- айниң ахирлири Пичан наһийисидин мән, Абла Полат, Имин Қасим, Муһәммәт Қасим, Әнәс Садиқ алтәйлән имтиһандин өтүп, аталмиш өлкилик дарилмуъәллиминдә оқуш үчүн Үрүмчигә чиқтуқ. Шу йили өлкилик дарилмуъәллимингә төт синип йеңи оқуғучи қобул қилинған болуп, улар 21-, 22-, 23-, 24- синипларға тәқсим қилинған иди. Биз пичандин кәлгәнләр Лутпулла Мутәллип, Әлқәм Әхтәм (1922- 1995), Турғун Алмас қатарлиқлар билән 24- синипта оқудуқ. У вақитта Ибраһим Мутиъи, Мәвланҗан Турдийоф (дунйа тарихи оқутқучиси), Абдулла Зунуноф (тил оқутқучиси) …
қатарлиқ оқутқучилар бар иди. Мән Лутпулла Мутәллип билән шу чағда тонушқан. Синипта уни «Мутәллип» дәп чақираттуқ. Униң шеъирлири синип там гезити, аталмиш «Шинҗаң гезити» қатарлиқларда даъим елан қилинип туратти. Лутпулла Мутәллипниң 1939- йилиниң ахири «нурлуқ йолға қәдәм» дегән темида чиқарған там гезитигә йазған:
Йа өлүм, йа көрүм дәп милйонлиған әл,
Күрәш мәйданиға чүшти бағлап мәһкәм бәл.
Бу йолда ақиду қанлар болуп сәл,
Әң ахирқи мәқситимиз чоқум болиду һәл.
Дегән шеъиридин униң ички дунйаси вә ғайисини ениқ көрүвалғили болиду.
Лутпулла Мутәллип 1941- йили Совет илмий тәкшүрүш әтритиниң тәрҗимани салаһийитидә Шәрқи Түркистанниң җәнубий қисмини айлиниду. 1942- 1943- йиллири «Шинҗаң гезити» уйғур тәһрир бөлүмидә ишләйду. Бу җәрйанда у шинҗаң гезитидә «әдәбийат гүлзари» мәхсус бети тәшкилләп, әйни чағдики Үрүмчидики нурғун әдиб, илғар зийалийларни бу гезит әтрапиға зич уйуштуруп, хәлққә роһий озуқ беридиған вә илғар идийиләрни тәшвиқ қилидиған қоралға айландуриду. Иштин сиртқи вақитлирида елип барған паъалийәтлири милләтчи хитай һөкүмитини толиму биъарам қиливатиду.
1943- йили Шең Шисәй (1897- 1970) Совет иттипақидин йүз өрүп, милләтчи хитай (гоминдаң) ниң қойниға өзини атиду. Шуниң билән пүткүл Шәрқи Түркистан миқйасида илғар затларни тут — тут қилиш башлинип кетиду. Әйни чағда Үрүмчидики нурғун паъалийәтләрниң мәркизигә айлинип қалған Лутпулла Мутәллипкә ашкара қол селишқа амалсиз қалған Шең Шисәй һөкүмити бир рәзил пилан ойлап чиқиду. У болсиму Лутпулла Мутәллипни бир мәзгил Үрүмчидин йоқитип Үрүмчидә униң тәсири йоқалғанда андин қол селиш иди.
1943- йилиниң ахирида Шең Шисәй һөкүмити Лутпулла Мутәллипни Ақсуға йөткәп, Ақсу гезитиниң муъавин муһәррирликигә «Өстүриду». Лутпулла Мутәллип Ақсуға келип ишқа чүшкәндин кейинла өзиниң Ақсуға евәтилишиниң һәқиқий сирини чүшинип йетиду. У өзигә йүкләнгән вәзипиләрни чандурмай орундап, Ақсудики уйғур уйушмисиниң хизмәтлиригә йетәкчилик қилиду вә тәртипкә салиду. Бу җәрйанда у өз әтрапидики кишиләр ичидә милләтчи хитайниң нурғун пайлақчилири барлиқини сезивалиду. Шундақтиму у Ақсу гезитидә гезит паъалийитини җанландуруп, «җәнуб шамили» дегән әдәбий сәһипини тәсис қилиду. Гезиттә униң хәлқниң еғир турмуш шараъитини әкс әттүрүп беридиған «Кекирдәкни майлашқа май йоқ һарвиниң чақини майлашқа май нәдә?» дегән дәсләпки әдәбий очерики бесилиду. Бу очеркта милләтчи хитайларниң рәзил әпти-бәшириси паш қилинип, хәлқниң ечинарлиқ турмуши тәсвирлиниду.
…..
Әдәбийат билән сәнъәткә бирдәк иштийақ бағлиған Лутпулла тәшәббускарлиқ билән сәнъәт өмикини уйуштуруп, консертларни көрситиштин ташқири, 1944- йили 10- айда «Таһир-Зөһрә» операсини сәһнигә елип чиқиш үчүн тәййарлиқ қилишқа башлап, 11- айда бир тәрәптин мәшқ қилса, йәнә бир тәрәптин сәһнә көрүнүшини сизған. Бу опера 12- айда сәһнидә ойналған болуп, Ғериб вә Таһир роллирини өзи орунлайду. Зөһрәниң ролини вилайәтлик сақчиниң офитсери Һөрнисахан (мутәллипкә қойған ишпийон) елип чиқиду. Бу драминиң тәсири наһайити йахши болғанлиқтин Ават вә Учтурпандиму орунлиниду.
…..
Лутпулла Мутәллип 14 йешидин башлапла надир шеъирларни йезишқа киришкән болуп, униң вәкил характерлик шеъирлиридин «Йилларға җаваб», «Хийалчан тиләк», «Тәсиратим», «Пәрйад», «Түн йерип излар басқанда», «Күрәш илһами», «Шаъир тоғрисида мувәшшәһ», «Муһәббәт һәм нәпрәт», «Йанар тағлар», «Оғлум һәққидә мәрсийә» қатарлиқ йүздин артуқ шеъирлири бар. У йәнә «Күрәш қизи», «Самсақ акаң қайнайду», «Чимәнгүл», «Таһир-Зөһрә» қатарлиқ драмиларни йазған. Булардин башқа Лутпулла Мутәллипниң, «Әҗәл һодуқушида», «Падишаһ саморайлири еғир һалсирайду» дегән даңлиқ фелйәтонлири, «Тийатирниң келип чиқиши вә раваҗлиниш тарихи», «Сәнъәткә муһәббәт» дегән илмий мақалилири бар.
…..
1944- йили таҗавузчи хитайға қарши Ғулҗида башланған милли инқилап тиз сүръәттә ғәлибә қилип, 1944- йили 11- айниң 12- күни Ғулҗа шәһиридә Шәрқи Түркистан Җумһурийити қурулғандин кейин милләтчи хитай һөкүмити техиму ғалҗирлишип кетиду. Лутпулла Мутәллип 1945- йили 4- айда Шәрқи Түркистан Җумһурийити һөкүмити билән мәхпий алақә орнитиду вә Муниридин хоҗа, Билал Әзизи (1921- 1945) қатарлиқ сәпдашлирини тәшкилләп, «Шәрқи Түркистан учқунлар иттипақи» тәшкилатини қуруп чиқиду. Бу тәшкилат әйни йиллири тунҗи қетим милләтчи хитай таҗавузчилириға қарши қурулған инқилаби, сийаси тәшкилат иди. Бу тәшкилатқа:
Лутпулла Мутәллип- рәъис.
Муниридин ғоҗа- муъавин рәъис вә катип.
Милли мунапиқ, сатқин Һеким Нур-тәшвиқатчи.
Абдулла Давутоф-тарихчи.
Йүсүпҗан- тәшкилатчи болуп сайлиниду.
Бу тәшкилат һәргизму йәккә-йиганә йаки бирдәмлик һиссийат билән қурулған болмастин, бәлки мәқсити, сийаси программиси ениқ, шундақла Шәрқи Түркистан Җумһурийити һөкүмити билән зич алақиси бар тәшкилат еди. Бу тәшкилат Шәрқи Түркистан Җумһурийитиниң паъалийәтлиридин йошурун алақә арқилиқ өз ара хәвәр тепишип туратти. «Шәрқи түркистан учқунлар иттипақи» тәшкилати қурулуп озун өтмәй Лутпулла Мутәллип Шәрқи Түркистан һөкүмитигә чиқартқан хетидә: «Биз җүмә намизиға таһарәт елип қойдуқ, җүмә намизини силәр билән биллә оқумақчимиз» дәп йазған иди. Бу гәпниң мәниси «биз Ақсудиму тәййарлиқ қилип қойдуқ, силәр йәни милли армийә Ақсуға һуҗум қилип кәлсәңлар силәргә маслишип ғәлбини қолға кәлтүрүшни күтүватимиз» дегәнлик иди. Лутпулла Мутәллип башчилиқидики «Шәрқи Түркистан учқунлар иттипақи» милли армийә Ақсуға йеқинлашқан һаман қораллиқ қозғилаң күтүрүп Ақсуни азат қилиш пиланини түзиду. Бу һәқтики материйаллар Ақсудики милләтчи хитай сақчи идарисиниң архипида: «Л. Мутәллип тәшкилати йашлар вә хәлқни гоминдаңға қарши қозғап иқтисад топлап, әза тәрәққи қилдуруп, қораллинип, милли армийә Ақсу тәвәсигә келиши биләнла қораллиқ һәркәт башлап Ақсуни қолға елип, милли армийигә қошулмақчи икән» дәп әнгә елинған.
1945- йили 7- айниң 23- күни баш қомандан Супахун Сувуруп (1915- 2001) башлиқ, Абдикирим Аббасоп (1921- 1949), Қасимҗан Қәмбири (1910- 1956) қатарлиқ қоманданлар рәһбәрликидә Шәрқи Түркистан Һөкүмитиниң атлиқ қисмини башлап Ақсу райониға атлиниду. Бу қошун 8- авғуст Бай наһийисиниң Қейир йезисини мудапиъә қиливатқан бир лйән дүшмәнни йоқитиду. 14- Күни Бай наһийисини азат қилиду.
Мана бу вақитта җәңгә тәййарлиниватқан «учқунлар иттипақи» ниң әзалири арқиму- арқа қолға елинишқа башлайду. Гоминдаң бу тәшкилатни Һеким Нурдәк сатқинларниң йардимидә хели бурунла байқиған булуп, тәшкилатниң паъалийәтлиригә йеқиндин диққәт қиливататти.
«Учқунлар тәшкилати» әзалири бәлгә қилинған һалда бир қанчә түркүмгә бөлүп қолға елинған. Әң алди билән Муса Әли, 2- қетимда Лутпулла Мутәллип (7- айда), 3- қетимда Билал Әзизи, 4- қетимда Муниридин хоҗа 5- қетимда башқа әзалар қолға елинған.
Лутпулла Мутәллип қандақ өлтүрүлгән?…
Йеқинда Қазақистандики «Мир» нәшрийатидин археъолог Абдукерим Сабитовниң «Тарихниң өчмәс излири» намлиқ әслимиләр топлими йоруқ көрди. Бу китабтики бир мақалида вә һайат шаһитлар тәминлигән башқа ишәнчлик мәнбәләрдә Лутпулла Мутәллипниң қәтли қилиниш әһвали шундақ байан қилинған:
— Лутпулла Мутәллип айрим камерға соланған болуп, түрминиң өгзисигә қойулған сақчиниң ейтишичә, у өзини наһайити көтүрәңгү роһта тутуп, «Ғериб-Сәнәм», «Таһир-Зөһрә» драмилиридики бәзи тәсирлик нахшиларни, шундақла «Тәнлирим йапрақ» нахшисини көпрәк ейтип, сақчилар милтиқлириниң пайники билән ишик, тамларни уруп, нахша ейтишини чәклисиму, писәнт қилмастин, нахшисини давамлаштуруверәттикән. Өз көңлини сәгитиш билән қошна камердики сәпдашлириниң роһини көтирәттикән.
1945- йили 9- айда Шәрқи Түркистан армийиси Ақсуға һуҗум қилиду. Һодуқуп
кәткән милләтчи хитайлар түрмидин әндишә қилишқа башлайду. 9- Айниң 12- күни гугум чүшкәндә, сақчи идарисиниң башлиқи Ву Шавбиң бөлүм башлиқлирини йиғип, «Шәрқи Түркистан учқунлар иттипақи» тәшкилатидики бәш кишигә вә уларға мунасивити бар дәп ейтилған Абла Давут, Абдулла Рози (1920- 1945), Әхмәт Йүсүп, Осман Муһәммәт, Арипов, Тәвәккүл Улуғов, Ибраһим Идрисов, Мәвланҗан, Һапиз дәмоллам, Муса Ели қатарлиқ кишиләргә өлүм җазаси бериш буйруқи кәлгәнликини җакарлаш билән түрмә җаллатлири ишқа киришип, әң алди билән, Йүсүпҗанниң исми оқулуп, гундипайлар уни сөрәп чиқиду. Сақчи башлиқи Ву Шавбиң Йүсүпҗанға: «һазир саңа өлүм җазаси берилиду» дәйду. Андин алдинъала тәййарлап қойған орәкниң йениға апирип, қилич билән чапиду, әтрапқа қипқизил қан чачрап, униң тени парчилинип орәккә ташлиниду. Кейин башқиларму шу тәриқидә чепип өлтүрүлиду. Бу дәл Шәрқи Түркистан армийисиниң Ақсуни қоршавға алғининиң иккинчи күни иди.
Әтиси Ақсудики гоминдаң қошуниниң қомандани Җав Хәнҗи Ву Шавбиң билән биллә 20 дәк атармән-чапармәнни башлап йәнә түрмигә бариду.
1945- йили 9- айниң 18- күни йерим кечидә Лутпулла Мутәллип, Муниридин хоҗа, Билал Әзизи (1921- 1945), Абдулла Рози, Мәвланҗан Турди, Турди Ахун, Абдулла Давутоф, Арипоф, Һамит Әзиз, Елахунум, Һүсәйин, Қадир Ели қатарлиқ «учқунлар иттипақи» ниң 21 нәпәр инқилабчиси шундақла милләтчи хитайға қарши сөз қилғанлиқтин «гуманлиқ» дәп қаралған 13 нәпәр кишиму бирликтә паҗиъәлик қәтли қилинған. Паҗиъә башлиништин бурун Лутпулла Мутәллип бармиқини чишләп қан чиқирип түрмә темиға мунуларни йезип қойған:
Бу кәң җаһан мән үчүн болди дозах,
Йаш гүлүмни ғазаң қилди қанхор әбләх!
Түрмә гундипайлардин бир қанчиси Лутпулла Мутәллипни елип чиқиду. Бу вақитта шаъирниң чирайидин чәксиз ғәзәп оти, өчмәнлик чақнап туратти. Арқидинла Лутпулла Мутәллипниң башқа сәпдашлириниму елип чиқип, һәммисини алдинъала колап, қойулған орәк алдида тизландуриду, Җав Хәнҗи уларниң алдиға келип: «һазир силәргә өлүм җазаси берилиду» дәйду. Бу вақитта Лутпулла Мутәллип ғәзәп билән кәскин қийапәттә туруп: «Қолуңдин кәлгинини қил! Мени өлтүргиниң билән мениң изимдин миңлап, милйонлап Мутәллип чиқиду!- дәйду- дә асманға қарап,- һәй қуйаш, сән пүтүн дунйани йорутуватисән, әҗәбки, мениң йүрикимни бүгүн йоруталмидиң?! Мәйли, мән бүгүн өлгиним билән мениң роһим һеч қачан өлмәйду», дәп хитаб қилиду.
Җавхәнҗи өзиниң йенида турған тәрҗимани Йасин Әзизгә қарап: «Мутәллип немә дәйду?» дәп сорайду. Йасин Әзизи мутәллипниң сөзлирини тәрҗимә қилип бериду.
Җав Хәнҗи Мутәллипни өзиниң алдиға кәлтүрүп: «сән техи йаш, талантлиқ йазғучисән, сениң уйғур хәлқигә ишләйдиған вақтиң алдиңда, әмди өз нийитиңдин қайт! Әгәр сән һазир болсиму това қилсаң, кәчүрүм қилимиз», дәйду.
Мутәллип ғәзәплик чирайи билән һүрпийип туруп: «гоминдаңчи җанаблири, билип қойуңларки, йәр бизниң, вәтән бизниң, хәлқ бизниң. Муқәддәс вәтинимизни сәнләрниң ихтийариңларчә дәпсәндә қилишиңларға йол қойулмайду, сәнләр йоқалмиғучә, биз бир саъәтму күришимизни тохтатмаймиз. Биз әркинликимизни қолға елиш үчүн һаман күрәш қилимиз. Бу күрәш һеч қачан тохтап қалмайду. Шуниң үчүн биз мушу кишиләр билән күрәшкә атланған, әмди атамсән, чапамсән, қолуңдин кәлгинини қил» дәйду.
Җав Хәнҗи ахирқи қетим йумшақ сөзләр билән Мутәллипниң ирадисини бошатмақчи болғанда, ойлимиған йәрдин Мутәллипниң сөзлири йүрикигә оқтәк санчилиду. Ғәзәптин һодуққан Җав Хәнҗи йенидики қоралини қандақ суғирип алғинини сәзмәй қалса керәк әтималим, Мутәллипкә қаритип арқа-арқидин оқ атиду. Буниңға улапла тарсилдитип етиш башлиниду. Инқилабчи йашлар арқа-арқидин йиқилип, орәккә дүкүрләп чүшиду. Лутпулла Мутәллип билән Билал Әзизи қәтли қилиништин бурун, Җав Хәнҗи йенидики қоралини еливатқан ашу қисқа санийәдә униң йүзигә түкүргән.
Әйни чағда, милләтчи хитай тәрипидин елип берилған қанлиқ паҗиъә һәққидә әң дәсләп «Шәрқи Түркистан инқилабчил йашлар тәшкилати» чиқарған «Күрәш» журнилиниң 1946- йилдики 6-7- қошма санида ениқ вә тәпсили мәлуматлар йезилған.
Лутпулла Мутәллип вә сәпдашлири қәтли қилинип бәш йил өткәндә хәлқ улар қәтли қилинған түрмигә кирип сөйүмлүк оғланлириниң җәсәтлирини издәйду. Ахири өз вақтида түрмә баққан хитайларниң көрситиши билән Лутпулла Мутәллипләрни көмгән йәрни тапиду. Милләтчи хитай Лутпулла Мутәллипләрни қәтли қилип болғандин кейин орәкни тиндуруп, үстигә дәсләп чошқа қотини салған болуп кейин һаҗәтхана салған. Хәлқ у йәрни колап Лутпулла Мутәллип вә сәпдашлириниң җәсәтлирини тапқан. Ақсу вә башқа наһийиләрдин кәлгән миңларчә хәлқ бу вәтән әвладлириниң парчиланған җәсәтлирини бир-биридин айрип намизини чүшүрүп йәрликидә қойған. Лутпулла Мутәллипниң һазирқи қәбриси, 1982- йили униң туғулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатириләш күнлиридә пүткүзүлгән.
Лутпулла Мутәллип бари-йоқи 23 йил йашайду, бирақ, һайати мәнилик өтиду. У өз өмридә давамлиқ өгиниду һәм давамлиқ иҗат қилиду, өз вәтининиң мустәқиллиқи йолида һайатини тәқдим қилиду. Лутпулла Мутәллипниң мустәқиллиқ идийиси милләтчи хитайларға йақмайдиғанлиқи ениқ. Кейинки күнләрдә шаъирниң өлүмигә сәвәбчи болған Һеким Нур билән Өмәр Самилар өлүмгә һөкүм қилиниду, лекин Һөрниса, Җав Хәнҗи, Әйса Йүсүп, Абла Осман, Зомиң билән униң айали Зөһрә қатарлиқ нурғунлиған сатқун, җасуслар өлүмдин қутулуп қалиду. Бу тарихий савақни уйғур хәлқи һеч қачан әстин чиқармайду.
Мәрһум Әршидин Татлиқ қатарлиқ пешқәдәмләрниң әслишичә, 1945- йили 9- ай ичидә Ақсу вилайити тәвәсидә инқилабчи йашлардин 338 киши қәтли қилинған. Булар «Шәрқи Түркистан учқунлар иттипақи» ниң әзалири болупла қалмастин, Шәрқи Түркистан инқилабиға һесдашлиқ қилған, уларниң чақириқиға аваз қошқан йашлар иди. Әслимиләрдә, Учтурпан сақчи идарисиниң башлиқи Ву Йүшүн башчилиқидики милләтчи хитайлар Учтурпан наһийисидин Турап Қари, Ибраһим Мөмин, Өмәр Қасим, Сийит Аббас, Артуқ Аббас, Абдулла Йақуп, Абла Ибраһим қатарлиқ 16 йашни өлтүрүвәткән.
Лутпулла Мутәллипкә айали сатқунлуқ қилғанму?
Лутпулла Мутәллипниң айали Софийәм Баъиз Кучадин болуп, 1928- йили туғулған. Дәсләп Кучада кейин Ақсу қизлар мәктипидә муъәллим булған.
Имин Йақупниң әсләп беришичә: Лутпулла Мутәллипниң һәр бир иш-һәрикити Ақсу сақчи идарисидин өлкилик сақчи идарисигә йоллинип турғанлиқи, өлкилик сақчи идарисидин: «силәр Лутпулла Мутәллипниң пәқәт күндүздики иш һәрикитинила назарәт қилипсиләр, униң кечиси немә қилидиғанлиқиниму назарәт қилиңлар» дегән йолйоруқиға асасән Ақсу қизлар педагогика мәктипидин Софийәм Байизни намзатлиққа таллиғанлиқи, 1944- йили йазда 16 йашлиқ Софийәм Байиз билән 22 йашлиқ Лутпулла Мутәллип йүзәки вә алдирашчилиқ билән той қилғанлиқи, омумән алғанда Лутпулла Мутәллип Софийәм Баъиз билән той қилғандин башлап кечә-күндүз назарәт қилинип турғанлиқи йезилған.
Турсун Әршидин 1990- йили вә 1992- йили Қазақистанда Софийәм Байизни зийарәт қилғанда, Софийәм Байиз Турсун Әршидингә, өзиниң йолдиши Лутпулла Мутәллипкә сатқинлиқ қилмиғанлиқини ейтқан.
Һазир шивитсийидә йашаватқан Абдушүкүр әпәндим «анамниң әслимилири» намлиқ әслимисидә, Лутпулла Мутәллип билән Супийәм Байиз үстидә тохтилип: «Лутпулла Мутәллип билән Супийәм Байиз 1944- йили йанвар ейида мәрһум шаъир Нимшеһт Армийә Ели (1906- 1972) ниң өйидә той қилған болуп, шу йилниң күз айлирида Супийәм Байиз туғуш үчүн Кучаға, анисиниң йениға қайтип кәлгән. Демәк Супийәм Байизниң Лутпулла Мутәллип һәққидә милләтчи хитай сақчилириға учур йәткүзүши мумкин әмәс.
Таки Турсун Әршидинниң Лутпулла Мутәллип һәққидики тәтқиқат китаби нәшир қилинғандин кейинла Лутпулла Мутәллипниң Кәшпулла исимлик оғли болғанлиқи вә Лутпулла Мутәллипниң қолға елинишида айали Супийәм Байизниң һечқандақ мунасивитиниң йоқлиқи испатланди. Абдувәли Һемит Низами өзиниң мақалисида бу нуқтиларни техиму конкрет йорутуп бәрди» дәп йазған.
Демәк, йуқириқи байанлардин қариғанда Супийәм Байиз йолдиши Лутпулла Мутәллипкә сатқинлиқ қилмиған.
Лутпулла Мутәллип вә Шәрқи Түркистан учқунлар тәшкилатини тутуп бәргән мунапиқ сатқунлар:
Һеким Нур: шу чағда Ақсу гезитханисида Лутпулла Мутәллипни тәкшүридиған «әпәнди», уйғур уйушмисида «йахши», «каңҗйән», җәмъийәттә «гаңби» дигәндәк мәхсус адәмләр бар иди. Мутәллип вә сәпдашлирини ашкарилап, тутуп бәргән Һеким Нурниң мәхпий исми «гаңби» иди.
Һеким Нур, сақчи 2- бөлүминиң башлиқи Ха Йивенға: «мән уларниң тәшкилатиға қобул қилиндим, мән силәрни материйал билән тәминләймән, мән һаким болғандин кейин һечқандақ нәтиҗә йаратмидим, уларниң тәшкилатиға киргәндин кейин материйал топлап сәмимийитимни билдүрсәм», дәп доклат йазған. У тәшкилатниң барлиқ мәхпийәтликини йоллап турған. Ченип қалмаслиқ үчүн 12 йашлиқ сиңлиси Патәм арқилиқ йоллиған.
Һөрниса: мунапиқларниң ичидә алаһидә көзгә көрүнгини Һөрниса, хитайчә исми Әрйутиң болуп, Үрүмчидики аталмиш аптоном районлуқ йазғучилар бирләшмисидә көчүрмә катип болуп ишләп дәмъелишқа чиққан Һаҗи Йақупниң айали болған.
Лутпулла Мутәллипму сәгәк йигит болғачқа уларниң нийитини сезип еһтийат қилип йүриду. Һөрниса Лутпулла Мутәллипниң айали Сопийәмни езиқтуруп, сақчи идариси тәрипидин уйуштурулған апъақ пахта йепилған мәпигә олтурғузуп, қиммәт баһалиқ соғилар билән алдап Лутпулла Мутәллипниң сирини елип, сақчи башлиқи Миң Дуңҗавға йәткүзүп туриду.
1945- йили 10- айда, Шәрқи Түркистан армийиси Ақсу Кона шәһәр арқилиқ һуҗум қилип киргәндә барлиқ хитайлар ала-топилаң болуп қечишқа башлайду. Һөрнисаму атлиқ қечип, Ақсу Йеңи шәһәр сепилиниң ичигә кирип: «или зивазилири (или оғрилири демәкчи) бесип келиватиду», дәп хитайларға хәвәр йәткүзиду. Хитай әскәрлири дәрру шәһәр сепиллириниң дәрвазилирини тақайду. Шу вақитта сепилниң үстигә Һөрниса башлиқ бир топ айал чиқип, Шәрқи Түркистан армийисини мәсхирә қилип, тетиқсиз һәрикәтләрни қилиду. Лутпулла Мутәллипниң һайати бу вақитта чоң хәтәр астида иди.
Өмәр Сами: сақчи идарисиниң иккинчи бөлүминиң хизмәтчиси, хитайчә исми Ву Чисән. У Мутәллипниң үстидин, Или инқилабиниң чоқум ғәлибә қазинидиғанлиқи, Лутпулла Мутәллипниң инқилаб тәрипидә туруп, хәлқни униңға маслишишқа дәвәт қиливатқанлиқи һәққидә материйал тапшуриду. Сақчи идариси униң йоллиған материйаллириға асасән Лутпулла Мутәллипни дәрһал қолға елиш тоғрилиқ сийасий башқармиға мураҗиъәт қилиду.
Йүсүп қадир: Ақсу гезитханисида ишләйдиған сатқун. У өзиниң ишпийонлуқини чандуруп қойғанлиқтин қолға елинип, милләтчи хитай тәрипидин түрмидә өлтүрүлиду.
…..
Сақчиниң бу җасуслири Лутпулла Мутәллипниң роһийитигә қаттиқ зәрбә бәргәнликтин, униң кәйпийати төвәнләп хизмәт ишлириға көп қатнашмиған. Йанчуқиға қолини селип уйан-буйан меңип йүргән, бәзидә Мөйдин җүҗаң дегән кишиниң өйигә берип саз чалған.
…..
Милләтчи хитай пирқисиниң Ақсу вилайәтлик комитети қурулғандин кейин, ишпийон- җасуслириниң санини төт-бәш һәссә көпәйтип, чоңрақ наһийәләрдә бәшйүздин, кичикрәк наһийәләрдә үчйүздин ашурувәткән.
Лутпулла Мутәллип қолланған исим вә тәхәллуслар
Лутпулла Мутәллип иҗади һайатида Лутун, Л. Мутәллип, Қайнам өркиши, Сәнъәт хумари қатарлиқ исим, тәхәллусларни ишлитип шу дәвр әдәбийатиниң йүксилиши үчүн аз болмиған төһпиләрни қошиду.
Ундақта Лутпулла Мутәллип бу исим вә тәхәллусларни немә зөрүрийәт вә сәвәбләр билән ишләткән. Төвәндә бу тоғрулуқ қисқичә тохтилип өтимиз.
Лутун: Лутпулла Мутәллип йуруқ дунйа ға көз ачқанда, ата-анисиниң униңға әзан товлап қойған исми Лутпулла еди. Әмма бу исим униң балилиқ дәвридә «лутун» дәп қоллинилип, дәсләп уруқ-туғқанлири арисидин башлап, кейинчә Лутпулла арилишидиған Әнвәр Насири қатарлиқ зийалиларму уни атайдиған хас исимға айлинип кетиду. Бу исимниңму Лутпулланиң башқа исим, тәхәллуслириға охшаш кишиләр қәлбидә йадлинип, қәлб төридин орун елиши үчүн Әлқәм Әхтәм (1922- 1995), Мөмин Муһәммиди, Турсун Әршидин… қатарлиқ йазғучи, шаъирлар, «лутун» мавзусидики әсәрлири билән кәңри мәйдан вә иллиқ сорун һазирлап бәргән болса, йеқинда Үрүмчидә, «лутун хәлқ ара сода чәклик ширкити», «лутун» маркилиқ 365 данә саъәтни базарға селип, «лутун» дегән бу исимниң маркилишип, кәң тарқилишиға шараъит һазирлап бериду.
Мутәллип: Лутпулла әйни чағда оқиған мәктәпләрдә йаврупалиқларниң тәсири күчлүк
болуп, уларниң адити бойичә исминиң ахириға атисиниң әмәс, чоң бовисиниң
исмини фамилә қилип қоллинидиған болғачқа Лутпулламу бу тәсир түпәйли атисиниң исми Һезимни әмәс чоң бовисиниң исми Мутәллипни фамилә қилип қолланған.
Л. Мутәллип: бу Лутпулла Мутәллипниң иҗади паъалийитидә әң көп қолланған исим. Бу әслидики исим фамилиниң қисқартилмиси болуп, Лутпулла бу исимни бир пүтүн иҗадийәт һайатида қоллиниду, бу исим билән «йилларға җавап», «муһәббәт һәм нәпрәт» қатарлиқ өлмәс шеъир, дастанлирини елан қилиду һәм чәтъәлләргиму мушу исим билән тонулиду.
Қайнам өркиши: бу Лутпулла Мутәллип иҗадийәттә пишип йетиливатқан һәм иҗтимаъий паъалийәтләрдә қайнақ бир басқучқа киргән мәзгилидә қолланған тәхәллус болуп, у бу тәхәллусни 1939- йилидин 1945- йиллириғичә йазған шеъирлирида ишләткән. Лутпулла Мутәллип Абдуреһим Өткүр (1923- 1995) әпәндим билән йеқин достлардин болуп, 1941- йили 11- айда улар тәхәллус алмаштурған. Мутәллип өткүр әпәндимгә «өткүр», өткүр әпәндим болса, мутәллипкә «қайнам» дегән тәхәллусни тәқдим қилған. Бирақ Лутпулла «қайнам» ға «өркиши» ни қошуп «қайнам өркиши» дәп ишләткән.
Абдулла Талип әпәндиму өзиниң Лутпулла Мутәллипниң һайати, паъалийити әкис әттүрүлгән биъографик романи «қайнам өркиши» гә Мутәллипниң ички һессийати вә әмили паъалийитиниң йарқин ипадисини ипадиләп бәргән Лутпулланиң тәхәллуси болған «Қайнам өркиши» ни мавзу қилип таллиған. Бу роман җәмъийәттә бәлгилик тәсир қозғиди.
Сәнъәт хумар: бу, Лутпулла Мутәллип 1941- 1943- йиллири арисида йазған әдәбийат- сәнъәткә даъир бәзи обзор, мақалилиридә қолланған тәхәллус. Лутпулла Мутәллип 1941- йили русийилик геъологийилик тәкшүрүш әтритигә тәрҗиман болуп Шәрқи Түркистанниң җәнубиға тәкшүрүшкә барғанда өзиниң Қәшқәр сәһнилиридә ойниливатқан, «Чимәнгүл» драммисини көрүп, бу драминиң йетәрсизликлирини көрситип бериш мәқситидә өзиниң драма аптори икәнликини йошуруп «чимәнгүл сәһнидә» намлиқ бир мулаһизә мақалиси йезип, «сәнъәт хумар» дегән тәхәллус билән шу чағдики Қәшқәр гезитидә елан қилиду. У кейин Шинҗаң гезити идарисигә хизмәткә чүшкәндә бу гезитниң «әдәбийат гүлзари» бетигә мәсъул болиду һәм бу гезиттә елан қилған бирқанчә мақалисиниң апториниң өзи икәнликини ашкарилашни халимай «сәнъәт хумар» тәхәллуси билән елан қилиду.
Йилларға җавап
Вақит алдираңғу сақлап турмайду,
Йиллар вақитниң әң чоң йорғиси.
Аққан сулар, атқан таңлар қайтиланмайду,
Йорға йиллар өмүрниң йаман оғриси.
Оғрилапла қачиду арқиға йанмай,
Бир-бирини қоғлишип, йорғилишип.
Йашлиқ беғида булбуллар қанат қақмай,
Йопурмақлар төкүлиду порлишип.
Йашлиқ адәмниң зилва бир чеғи,
Толиму қисқа униң өмри бирақ,
Йиртилса календарниң бир вариқи,
Йашлиқ гүлидин төкүлиду бир йупурмақ.
Йиллар шамили йәлпүниду, излар көмүлиду,
Йопурмақсиз дәрәх бичарә-болиду қахшал…
Йиллар сехи қуруқ кәлмәйду әкилип бериду,
Қизларға қоруқ, әрләргә сақал.
Бирақ йилларни тиллаш тоғра кәлмәйду,
Мәйли өтивәрсун, өзиниң йоли.
Адәмләрму вақитни қолдин бәрмәйду,
Чөлләрни бостан қилған адәмләр қоли.
Йилларниң қойни кәң, пурсити нурғун,
Тағдәк ишлар йиллар билән өрә туриду.
Қараб бақ ахшамқи бовақ кичиккинә турсун,
Түнүгүн өмиләп, һә… бүгүн меңип йүриду.
Күрәшчан балилар қоғлишип йиллар,
Күрәш нәврилирини чоқум тапиду.
Ахшам бәхт үчүн қурбан болғанлар,
Қәбрисини йадлап гүлләр йапиду.
Мәйли сақал совға қилса қилсун йиллар,
Мәнму тавлинимән йиллар қойнида.
Иҗадим шеъиримниң из тамғиси бар,
Алдимдин қечип өткән һәр йил бойнида.
Қеримасмән күрәшниң кәскин чеғида,
Шеъирим йултуз болуп йанар алдимда.
Өлүм пәстә қелиш күрәшниң даванлиқ теғида,
Чидам ғәйрәтниң йәңгини һәрдәм йадимда.
Есилармән милтиқ етип тавланған қолға,
Йепишармән байрақ билән алға атлиған йолға.
Күрәш байаванида һармасмән әсла,
Күрәш билән келип чиқимиз кәң ғалиб йолға.
Йиллар мәйдәңни тутуп қақақлап күлмә,
Алдиңда қизириштин артуқ көримән өлүмни.
Қеритимән дәп артуқ көңүл бөлмә,
Ахирқи җәңгә атап қуйармән оғлумни.
Йиллар деңизи долқунлуқ болсаңму,
Упқунлириңни йариду бизниң карап.
Йилниң өтүши билән қорқитип бақсаңму,
Иҗад йилларни қеритиду дәп беримиз җаваб.
Лутпулла Мутәллип 20- әсирниң 40- йиллири Шәрқи Түркистан әдәбийат-сәнъәт асминида чақмақ кәби чақнап қара түнни йорутқан йултуз, вәтәнпәрвәр инқилабий шаъир болуп, у аталмиш «мәдәнийәт зор инқилаби»да «гоминдаңчи» дегәндәк намларда қариланған еди. Йеқинқи йилларда Лутпулла Мутәллипни өлүм алдида тизлинип ниҗатлиқ тилигән, әхлақи җәһәттин таптин чиққан, шаллақ дәйдиған бир түркүм аҗайип кишиләр пәйда болған. Күнимиздә Лутпулла Мутәллипниң тарихиға аъит һайат шаһитлар тәминлигән пакитлар, уларниң һәр хил төһмәтлирини бит- чит қилди.
…..
От йүрәк шаъир, инқилабчи, уйғур хәлқиниң қәһриман оғлани мәрһум Лутпулла Мутәллип 1945-йили 9-айниң 18-күни шеһит қилинған вақитта әмдила 23 йашқа киргән еди.
У өзиниң қисқиғина һайатида пәқәт 9 йил әдәбий иҗадийәт билән шуғулланған болсиму, аз болмиған қиммәтлик әсәрләрни йезип кейинкиләргә қалдуруп кетиду. У ашу мираслири билән һазирқи заман уйғур әдәбийатиниң асасчилириниң бири болуп һесаблиниду.