Пятница, 22 ноября, 2024
Уйғурлар

Xelqige bolghan sadaqet-USY

ХӘЛҚИГӘ БОЛҒАН САДАҚӘТ

   16-январ күни милләтпәрвәр инсан, җәмийәт әрбаби Ваққас Аббас оғли Мәмәдиновниң туғулған күни. Шу мунасивәт билән миллий мәдәнийитимиз җанкөйәри Ваққас Аббас оғлини тәбрикләймиз. Хәлқимиз үчүн атқуриватқан изгү ишлирида утуқлар тиләймиз. Ваққас Аббас оғли хәлқимиз үчүн наһайити көп паалийәтләрни әмәлгә ашурди, һеликәм милләт үчүн хизмәт қилишни муқәддәс пәриз дәп һис қилиду. Төвәндә у башламчи болған изгү ишларниң пәқәт бир нәччисигила тохтилишни тоғра көрдуқ.

Әмгәк паалийитигә қисқичә изаһ

Ваққас Аббас оғли киндик қени төкүлгән диярдин айрилип, аилә шараитиға бола өсмүрлүк вақтидила Алмута еғир машина ясаш заводида фрезировшик болуп ишләштин әмгәк паалийитини башлиди. Һәрбий борчини өтәп келип, дөләт мәһкимилири хадимлириниң Алмута вилайәтлик кәспий иттипақ комитетиниң инструктори, Қазақстан Министрлар кеңишиниң йенидики әмгәк ресурслирини пайдилиниш бойичә дөләт кеңишиниң чоң инспектори қатарлиқ мәсулийәтлик ишларда ишлиди. 1972-жили әмгәктин қол үзмәй Қазақстан хәлиқ егилиги институтини әла баһалар билән тамамлиди. 1973-1982-жиллири Маңғишлақ вилайитидә «Түскииз» фабрикисиниң йеңи ечилған филиалини башқурди. Кейин шу вилайәттики йеник санаәт фабрикисиниң мудири болуп ишлиди. Кейин андин аяқ кийим ишләп чиқириш фабрикисиға андин Қазақстан йеник санаәт министрлиги иши жүрүшмәйватқан йәнә бир карханиға рәһбәрлик қилишини илтимас қилиду. 1986- жилдин тартип һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Қазақстан паңлар жәмийити мәркизий башқармисиға қарашлиқ оқуп-ишләп чиқириш карханисиниң мудири болуп ишләйду. Мошу күнләрдә «Жибек-В» жавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиқниң мудири хизмитини атқуруп кәлмәктә.

Инсанни егилигән жуқури дәрижидики лавазими, өзи егилигән кәспи бойичә йәткән утуқлиридин бөләк алаһидә сөләт беридиған хусусийәтләр болиду. Мана шундақ хусусийәтләрниң бири шәхсниң яратқан миллитигә, вәтинигә болған садақити, муһәббити. Хәлқиниң ғеми билән яшап, милләт мәнпийитигә қилчилик болсиму мәнпийәт йәткүзүш сәкпарә болған жанларниң барлиғи шу хәлиқ, милләт моҗутлиғиниң капалити.
Әлвәттә, һәр қандақ изгү ишни әмәлгә ашурған пәзиләтлик инсан жамаәтчилик үчүн атқуридиған ишини пәқәт жүрәк, виждан әмри билән әмәлгә ашуриду. Жүрәк шундақ әмир қилалайдиған иқтидарға ата-аниниң тәрбийиси, өмүр сүрүшни үгәткән устазлириниң тәсири арқисида йетилиду.
Ваққас Аббас оғлиниң һаяттики әң чоң устазлири-йоруқ дунияға апиридә қилған ата-аниси, әлвәттә. Ишләп чиқириш саһасида Турсун Палтушев, мәнавиятта Мәсүмжан Зулпиқаровларниң устаз дегән бүйүк һәм шәрәплик намға лайиқ екәнлигинини тәкитләп өтүш орунлуқ.

Милләткә, Вәтәнгә болған садақәт

    Инсан һаятида меһир-муһәббәт бағлиған кәспи, мутәхәсислиги бойичә мәлум дәриҗидә утуқлиридин, егилигән лавазиминиң дәриҗисидин бөләк адәмгә алаһидә сөләт беридиған хусусийәтләрниң бири инсаний пәзиләтлири билән биллә яратқан миллитигә, Вәтинигә болған садақәт.
Хәлқиниң ғәм-тәшвиши билән яшаш қилчилик болсиму хәлқигә нәп бериш үчүн сәкпарә болған җанларниң барлиғи шу милләт, хәлиқниң моҗутлиғиниң капалити.
«Ата балиси болмақ һәр кишиниң иши, юрт балиси болмақ әр кишиниң иши» демәкчи, ата-ана вәсийити, ана топрақниң бир парчиси Ваққас Аббас оғлини уни әлниң отида көйүш ишлириға йетәкләтти.
Йеник санаәт саһасида җавапкәрлиги жуқури рәһбирий хизмәтләрдә жүргән Ваққас Аббас оғли ата-анисидин сиңгән адәт бойичә әтрапидикиләргә яхшилиқ тиләп, қолидин келидиған ярдимини қилип яшиди.
Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алғандин кейин дөләт пухралири үчүн җәмийәтлик паалийәткә кәң йол ечилди. Хәлқимиз арисида җәмийәтлик паалийәтни җанландуруш арқилиқ миллий мәдәнийитимизни сақлап әвлатларға йәткүзүш қатарлиқ изгү ишларни әмәлгә ашурғили болатти. Шу мәхсәт билән Қазақстан уйғурлириниң миллий ассосиясини қуруш йолида Ваққас Аббас оғли көп күч чиқарди. Бу җәмийәтлик тәшкилатниң әхбарат оргини ретидә «Әхбарат» журнали барлиққа кәлди. Уйғурларниң миллий асосиасияси җәмийәтлик бирләшмисиниң вице-президенти сүпити билән хәйирхаһлиқ мәрасимларниң, чарә-тәдбирләрниң өткүзилишигә зәмин яратти. Мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат әзалири алим Шерипжан Надиров, Тамара Мәмәтова, Гүлназ Искәндәрова, юристлар Гүлинур Җаланова, Җасур Теиповлар аһалиға өз һоқуқлирини һимайә қилиш асаслирини чүшәндүрүш ишлирини елип барди.
Инсанда яшаш мәнтиқиси, һаят мәзмуни болмиса, өмүр өз еқимида елип кетивериду. Һаят мәзмунини – хәлқиниң муң-еһтияҗи билән яшап, униңға хизмәт қилиштин тапқан инсанларму йоқ әмәс. Қәлбини егилигән, жүгәнлигән туйғу дадисиниң «Яхшилиқ қилиш қолуңдин кәлмисә, яманлиқ қилма» дегән сөзлирини дайим ядиға салатти. Қолидин келидиған яхшилиқ қилип яшаш, һаятиниң шиари болуп қалған еди.
Билимсиз келәчәк йоқ. Аилә шараитиға бола алий оқуш орунлирида мүмкинчилиги йоқ яшларға виждан әмри билән ярдәм қилди.
Ата-аниси иштирак қилған миллий азатлиқ күрәш нәтиҗисидә барлиққа кәлгән Шәрқий Түркстан Җумһурийити һәққидә мәлумат жиғди. Миллий армияниң һәрбий кийимлири, Шәрқий Түркстан дөлитиниң дөләт рәмизлирини, һөкүмәт айнилимида болған тәңгиләрни, шу дәвир нәпәсини ипадиләйдиған фотосүрәтләрни тонуштуруш арқилиқ АҚШта көргәзмә уюштурулди.
Шәрқий Түркстан Җумһурийитиниң гимнини бәстикар композитор Селимахун Зәйналов билән өз әслигә кәлтүрүлди. Мәшәқәтлик издиниш арқисида америкилиқларни ХХ әсирдә вуҗутқа кәлгән уйғур дияридики Җумһурийәт һәққидә тонуштурди.
Миллитимизниң вәкили ретидә уйғур хәлқиниң мәдәнийитини Европа хәлиқлиригә тонуштуруш үчүн «Уйғур өйини» тәшкилләп намайиш қилди.
Шундақла «Қара Бура» жәмийәтлик фондиниң президенти Қурал Ержановниң тәкливи билән Жәнубий Қазақстан вилайити Созақ йезисиға берип күтүмсиз қалған Абдуләзиз Қәшқәрийниң мәқбәрисини қоршап, рәткә кәлтүрүш ишлирини қолға алди. Йәрлик хәлиқтә Абдуләзиз Қәшқәрийниң Әхмәт Яссавийниң қазинини ясиғанлиғи һәққидә ривайәт ейтилип жүргинини аңлап, бу қазанни ясиған шәхс һәққидә мәлумат жиғип жүргән Ваққас Мәмәдиновта бу диярға болған қизиқиш техиму ашиду.

«Қазанчи әвлия» һәққидики сирни ечиш йолида 2005-жил.
Санк-Петербург. Ермитаж.

    Россиядә тәсвирий сәнъәт дуниясида тонулған уйғур пәрзәнди Россия рәссамлар иттипақиниң әзаси, Санк-Петербургта истиқамәт қиливатқан рәссам Азат Мәмәдинов Қазақстандин кәлгән акиси Ваққас Мәмәдинов билән дуния мәдәнийитиниң әсир-әтиқилири сақлиниватқан, әсирләр сирини өзигә йошурған мәдәний ядикарлиқларға бай дуниядики әң чоң музейларниң бири Ермитажни йәнә бир қетим зиярәт қилди.
Ата-бовилиридин тартип, Ермитажға егидарчилиқ қилип, башқуруп келиватқан Пиатровскийлар сулалисиниң вәкили Пиатровский Михаил Борисович Мамединовлар аилиси билән йеқин мунасивәттә болғачқа, уларни қучақ йейип қарши алди.
«Ваққас, иниң Азатни 1999-жили Россияниң мәдәнийитини Европиға тәрғип қилғини үчүн мәхсус медал билән тәғдирлигән еди. Шуниңға охшаш уйғурниң мәдәнийитини бизгә, россияликләргә тонуштуриватқини үчүн миннәтдарлиғимиз чәксиз. Кәлгүсидә Азаттәк жигитләрниң қоллап-қувәтлиши билән Ермитажда уйғурларниң тарихиға, мәдәнийитигә бағлинишлиқ көргәзмиләрни уюштуруш оюмизму бар. Михаил Борисовичниң бу сөзлирини аңлиған Ваққас Мәмәдинов инисиниң пәхирлиниш һис-туйғулирини қәлбидин өткүзүп, мәрһум дадиси Аббасқариниң «Мәйли, дунияниң қәйеридә болма миллитиңниң, киндик қениң төкүлгән жутуңниң ғәм-тәшвиши билән яшашниң өзи бир бәхит» дегән сөзлири ядиға кәлди.
Қәшқәрниң ғәрбий-җәнуби Опал мәһәллисидә деңиз бетидин 1482 метр егизликтики дөңлүктә 105 пәләмпәй билән чиқишқа болидиған ахирқи жилларда зиярәт қилғучиларниң сани миллионға йәткән, IХ әсирлик тарихи бар бүйүк алим Махмут Қәшқәрийниң мәқбәриси бар. Мана мошу мәқбәридин нәччә миң километр жирақлиқта бепаян қазақ диярида йәнә бир Қәшқәрийниң мазари бар. Җәнубий Қазақстан вилайитидики бу мазарда йәрләнгән шәхсни Созақ әһли «Қазанчи әвлия» дәп етиқат қилип, мазар йенида нәзир-чирақларни өткүзүп туриду.
Мусулманларниң муқәддәс шәһири Мәккә-мәдинидин 4000 км-ға йеқин йол мусаписи айрип туридиған кичик Мәккә нами билән мәшһур қедимий шәһәр Түркстанда һава-райиниң һәр қандақ қәғишлигигә, һәтта йәр тәврәшләргә 7 әсир мабайнида бәрдашлиқ берип келиватқан Әхмәт Яссавийниң мәқбәриси бар. Бу мәқбәриниң қазанлиқ дәп атилидиған бөлмисидә, 60 челәк су сиғидиған, диаметри 2 метр 454 см, еғирлиғи 2 тонна бир қазан бар. Қазан төмүр, цинк, қоғушун, мис, алтун, күмүч қатарлиқ йәттә металлниң қошундисидин ясалған. Өз дәвридә қазандики қәнт қошулған су бу йәргә тавап қилип кәлгүчиләргә зәм-зәм сүйи ретидә тарқитилаттекән.
Һазирғичә Гиннес рекордлар китавиға киргүзилмигән, бу мәдәний ядикарлиқни ясиған устиниң исм-шәрипи бәзи тарихчилар Абдуләзиз Тәбризи дәп язса, созақлиқ тарихчилар бу өз дәвриниң мөҗүзисини яратқан шәхс «Қазанчи әвлия» нами билән тонулған Абдуләзиз Қәшқәрий екәнлигини тәкитләйду.
Созақлиқ тарихчи Сулеймен Тәбризи Ваққас Мәмәдинов билән учрашқанда һәм өз интервьюсида «Қазанчи әвлия һәққидә хәлиқтә көплигән ривайәтләр сақланған. Әхмәт Яссавий мәқбәрисидики қазанни Қазанчи әвлия қуйғанлиғи һәққидә дерәкләр учрап қалиду. Қазанчи әвлия тарихий мәлуматлар бойичә, Қәшқәриядин кәлгән екән», – дегән еди. Абдуләзиз Қәшқәрийниң Ахмет Яссавийниң қазинидин бөләк йәнә бир қазанни ясиғанлиғи һәққидә хәлиқниң еғизида ейтилип жүриду. Әнди Әхмәт Яссавийниң мәқбәрисидики қазанни ясиғини үчүн у «Қазанчи әвлия» нами билән тонулуп кәткән.
Әхмәт Яссавийниң мәқбәрисидики қазан Санк-Петербургтики Ермитаж музейида сақлинип, Қазақстанға қайтурулди. Гоя даласидәк көңли кәң қазақ даласида барлиққа кәлгән бу қазан қазақ елигә елип кетилмәкчи болғанда музейниң ишигигә сиғмай деризидин чүшүрүшкә тоғра кәлгән екән.
Мана мошундақ қизиқ вақиә тәпсилатлирини музей мудири Пиатровский Михаил Борисовичтин аңлиған Ваққас Мәмәдиновта Ипәк йолидики мөҗүзиләрниң бирини яратқан устиниң һаятиға алаһидә қизиқиш пәйда болди.
2007-жил. Қара Бура әвлияниң мәқбирисини лаһийилигән һәм бу мәқбирини селишқа һамийлиқ қилған Қурал Ержанов Ваққас Мәмәдиновни бу тәвәдә өткүзилидиған мәрасимға тәклип қилди. Ваққас Мәмәдиновниң башчилиғида Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги Сулейменов намидики шәриқшунаслиқ институтиниң йенидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң чоң илмий хадимлири Рәхмәтҗан Йүсүпов, Дилшат Рәйхан, тарихчи Қасим Мәсими, рәссам Күрәш Зулпиқар қатарлиқ зиялилиримизға Җәнубий Қазақстан вилайитигә қәдәм тәшрип қилишқа Алла несип қилипту. Егизлиги 17 метр 240 кв метр мәйданни егилигән ишиги күн петишқа йәни Ғоҗа Әхмәт Яссавий мәқбәриси тәрәпкә қаритилған Қарабураниң мәқбәриси йенида ислам динини тәрғип қилишқа алаһидә рол ойниған диний затларниң қәбирлиридин елип келингән топрақ селинған сандуқчиларға мәрмәр ташлар орнитилған. ХVIII әсирдә Қара Бураниң мәқбәрисидә өмриниң ахириғичә чирақчи болуп өткән Шаһқасим ахунниң сүйиги тонулған 10 зат билән биллә 1997-жили 30-май күни қайта дәпин қилинип, уларниң бешиға мәр-мәр ташлар орнитилған. Бу соваплиқ иш Қурал Ержановниң тәшәббуси билән әмәлгә ашурулди.
Созақлиқ тарихчи Сулеймен Тәбризиниң мәлуматлириға асаслинидиған болсақ, Қара Бура Ғоҗа Әхмәт Яссавийниң замандиши һәм сәпдиши. ХII әсирдә қараханилар дөлитини башқурған падиша. Бәзи тарихий мәнбәләр бойичә Мәркизий Азиядә 3 млн кв. км. мәйданни егилигән Баласуғун билән Қәшқәрни пайтәхт қилип IХ әсирдин ХIII әсиргичә һөкүм сүргән Қараханилар дөлитини башқуруп кәлгән хақанлар өз исим-шәрипидин бөләк батурлуқ, қәйсәрлик, чидамлиқ, хусусийәтлиридин дәрәк беридиған мәлум дәриҗидә илаһилаштурулған унван-атақлар Қара Буғра, Буғра, Қарахан дегән намлар биләнму аталған Х әсирдә Қараханилар елидә биринчиләрдин болуп, Ислам динини қобул қилип, уни дөләт дини дәп җакалиған хақан Султан Сутуқ Буғрахан Қәшқәрниң йенидики Атушта йәрләнгән болуп, бу қәбирстанлиқ мәзкүр тәвәдики биринчи мусулман қәбирстанлиғи болуп һесаплиниду. Созақ диярида йәрләнгән Қара Бураму Оттура Азиядә Ислам динини тарқитишта алаһидә рол ойниған, хәлиқниң һөрмәт-еһтирамиға бөләнгән шәхс. Әҗдатлар роһи йөләп, Қара Бура мәқбәрисиниң йенида өткүзүлгән нәзирдә Ваққас Мәмәдинов Созақ дияридики қериндашлиримиз билән тонушуш имканийитигә егә болди.
Ермитажни зиярәт қилғандин кейин Қазанни қуйған уста һәққидә мәлуматларни топлап жүргән у өзини алаһидә қизиқтурған шәхсниң мазари мошу хасийәтлик Созақ диярида екәнлигидин хәвәр тапиду. Қара Бура мәқбәрисидин унчила жирақ әмәс җайдики диққәт-нәзәрдин сирт қалған мазарға барғинида, бу йәргә қуръан оқуш үчүн кәлгән киши «Кечә әвлияниң чүшүмгә аян болуши бекар әмәс екәндә. Қериндашлириң билән учришидиған болдуң дәп әвлия маңа хәвәрлимәкчи боптудә», – дәп униң билән қучақлишип көрүшиду. Бу адәм созақлиқларниң арисида исми ривайәткә айланған даңлиқ из кәскүчи қәшқәрлик Пачақ батурниң әвлади Ташполат Әкибаев еди. Шу учришиштин кейин созақлиқлар «Бизни алмутилиқ ағайинлар билән әвлиялар дидарлаштурди» дейишиду. Қериндашлиримиз ана тилимизни қоллиниш даириси йоқ муһитта тәрбийилинип, миллий мәдәнийитини унтуған болсиму, әҗдатлири келип чиққан диярниң намини унтиғини йоқ. Әҗдатлириниң қени төкүлгән Қәшқәрни, бүйүк алим Махмут Қәшқәрийниң ана жутини бир көрүш армини билән яшимақта. Сталин дәвридә ата тегини өзгәрткән қериндашлиримиз паспортида уйғур дәп йезилмисиму көпчилик уларни қәшқәрлик уйғурлар дәп тонуйду. Бир нәччә әвлат алмашсиму теги тәти Қәшқәрлик екәнлигиниңи унтулуп қалмаслиғида Абдуләзиз Қәшқәрийниң мазари бәлгүлүк рол ойниған болуши мүмкин. Чүнки чоң әвлат вәкиллири дайим яшларни бу мазарға елип келип, бу бизниң Қәшқәрдин чиққан әвлия бовимизниң ятқан җайи дәп дуа-тилавәт қилип турған. Җәнубий Қазақстан вилайити Созақ йезисида истиқамәт қилидиған қериндашлиримиз өзлирини ғоҗилар әвлади екәнлигини алаһидә тәкитләйду.
Бизгә әҗайип мәдәний ядикарлиқларни, роһаний бирликни, өмлүкни, инсанпәрвәрликни вәсийәт қилип кәткән, тарихта нами бар намайәндиләрни инсанийәткә ортақ дәп қараймиз. Әхмәт Яссавий «Өз диниңдикини дост тут, өзгә диндикини дүшмән демә», – дәп ейтса, улуқ Абай «адәмзатниң барлиғини сөй бағри дәп» дегән екән. Биз достлуқни, бирликни күйлигән әҗдатлар сөзигә әмәл қилған вақитта, бир-биримизни чүшәнсәк һөрмәтлисәк бәрикәт тапалаймиз. Тарихий һәқиқәтни әвлатларға йәткүзәләймиз. Созақта һаят кәчүриватқан қандашлиримиз билән йол жирақиға қаримай көңлүмизни йеқинлаштурған, достлуғи ярашқан Қурал Ержанов билән Ваққас Мәмәдинов еди. Қазанчи әвлия нами билән тонулған Абдуләзиз Қәшқәрийниң ятқан қутлуқ топриғиниң мал тәрипидин чәйлинишкә тайин тапқанлиғини көргән Ваққас Мәмәдинов мазарниң әтрапини қоршап рәткә кәлтүрүшкә кетидиған чиқимни өз һөддисигә алди. Шундақла Созақтики уйғур аилилириниң хәлқимизниң авази «Уйғур авази» гезитини елип турушқа һамийлиқ қилди. Ваққас Мәмәдиновниң қоллап қувәтлишидә Созақ диярида болуп қайтқан журналистлар тәрипидин гезитқа мақалилар йезилса, телевидениядә сюжетлар көрситилди. Созаққа болған сәпәрләрдин кейин Ваққас Мәмәдиновниң һамийлиғида «Төрт дәрваза ичидики түгимәс сир» дәп атилидиған һөҗҗәтлик фильм уйғур, қазақ, рус, иңлиз тиллирида йоруқ көрди. Нәтиҗидә җамаәтчилик Созақлиқларниң турмуш-тәризи, Абдуләзиз Қәшқәри һәққидә мәлуматларға егә болди.

Төрт дәрваза ичидики түгимәс сир 

Мошундақ милләтпәрвәрлик паалийәтниң арқисида топа астида ятқан гөһәрму ялтирайдекән. Бу қетим созақлиқлар қоршилип, әтрапи рәткә кәлтүрүлгән Абдуләзиз Қәшқәри мазариниң йенида чоң нәзир өткүзүп, миннәтдар қәлбләрниң бәлгүси ретидә гүлдүрлигән алқишлар билән чапан япти. Уму өз новитидә қериндашлириға атап елип кәлгән соғиларни тапшурди. Тарихий мәнбәләрдә йезилишичә, улуқ Ипәк йоли бойидики төрт тәрипидә төрт дәрвазиси бар қорған ичидики шәһәр – Созақниң сирлиқ қапқилириниң ичидә техи талай ечилмиған сирларниң барлиғи ениқ. Мошундақ ойни бешидин кәчүриватқан Ваққас Мәмәдиновқа Санк-Петербургтин телефон кәлди. Иниси Азат Ермитажда уйғурларниң буддизм дәвригә аит көргәзмә өтүватқанлиғини хәвәрлиди.

Мәңгүлүк достлуқ

    Қазақстан Җумһурийитиниң мустәқилликкә еришкәндин кейин мустәқил әл сүпити билән дуния сәһнисидә өз орнини бәлгүләшкә башлиди. Мустәқилликниң дәсләпки жиллири хәлиқ ихтисадий қийинчилиқларға дучар болсиму, мустәқилликниң, әркинликниң күчи кәлгүсигә болған үмүт отини лавлитип, пәқәт алға меңишқа йетәкләтти. Президентимизниң дана сәясити арқисида Қазақстан диярида истиқамәт қиливатқан милләтләрниң достлуғиға, бирлигигә алаһидә көңүл бөлүнди. Шуниң билән биллә Қазақстан дияридики течлиқ, хатирҗәмлик, турақлиқниң капалити болған милләтләр арисидики бирлик сепини аҗизлаштуруша тиришидиған ташқи күчләрниңму йоқ екәнлигинини инкар қилғили болмайду. Уйғур, қазақ миллитиниң оғланлири Ваққас Мәмәдинов билән Қурал Ержановниң достлуғиниң арисида «Ипәк йолидики достлуқ» мавзуси билән дүгләк үстәл әтрапида икки милләт зиялилириниң баш қошуш мәрасими өткүзүлди. Җәмийәт әрбаби, мәдәнийәтшунас Мурат Әуезов, академик Абдувәли Қайдаров, тарихчилар Мунир Ерзин, Хайролла Ғабжалилов, қатарлиқ көплигән зиялилар қатнашқан бу мәрасимда бирлигимизгә дәз чүширидиған һәр қандақ иғваларға йол қоюлмаслиқ керәклиги һәққидә алаһидә тәкитләнди. «Ейтилған сөз етилған оқ» демәкчи айрим әхбарат васитилиридә миллитимизгә қарита ейтиливатқан сәлбий пикирләр алликимләр тәрипидин уюштурилған «әхбарат урушиниң» бир тәрипи, йилтизи бир түркий хәлиқләргә қарита империяларниң «Өз гөшини өз йеғида қоруш» сәяситиниң бир көрүнүши екәнлигини ениқ чүшинишимиз керәклиги һәққидә ейтилди. «Әл бар йәрдә, әр бар, әр бар йәрдә әл бар», «Әр қәдрини әл биләр» дәп дана хәлқимиз ейтқандәк, бу баш қошушниң тәшәббускари Ваққас Мәмәдиновқа көпчилик һәқиқәтәнму рази болуп қалған еди.
Әслидә бир шәхс өзи тән қәвмниң, милләтниң вәкили. Шу шәхсниң жүрүш-туруши, мәдәнийити, билими, әхлақи арқилиқ әтрапидики башқа қәвмдикиләрниң у тәәллуқ болған милләткә болған көз-қариши шәкиллиниду. Шуңлашқа һәр биримиздә аилә алдидики җавапкәрликтин башқа, җәмийәт, милләт алдидики җавапкәрлигимиз бар.
Дунияниң қайси нуқтисида болмисун Ваққас Аббас оғли милләт алдидики борчини чоңқур һис қилған һалда, һәр қандақ мәсилигә чоң җавапкәрлик билән яндишатти. «Өзини сөйгәнләр өзгиниму сөйиду» дегәндәк униң қәлбидики хәлқпәрвәрлик һиссият тәпти башқиларниңму диққитини җәлип қилатти. Қазақ хәлқиниң қәдирлик оғланлириниң бири Қурал Ержанов достини шу хисләтлири түпәйли һөрмәтләтти. Һәр иккисиниң қәлбидә хәлқигә болған сөйгү-муһәббәт долқунлап, бир-бири билән дост болушқа йетәклигән әйнә шу хисләтләр еди. Мажарстанлиқ Андраш Биро билән бирликтә Қурал Ержанов күтүмидики «Қара Бура» мәқбәрисиниң әтрапида дуниядики Һун-түркийләрниң вәкиллирин жиғип чоң мәрасим өткүзүшни реҗиләпму қойған еди. Амал қанчә?
2016-жили туюқсиз кәлгән әҗәл алий пәзиләтлик инсан Қурал Ержановни аримиздин елип кәтти. Яхшидин яхши нам билән, бу дунияда қалдурған изи қалидекән. Қәлбидики изгү нийәтләрни әмәлий ишлири арқилиқ рояпқа чиқирип, түркий хәлиқләрниң достлуғини туғ қилған инсанниң қияпити, хатириси җамаәтчиликниң ядида сақлинидиғанлиғиға ишәнчимиз камил.

Әҗдади ортақ әвлатларниң дидарлишиш дәқиқилири

«Тәңриниң шапаъити вә қоллиши билән мажар, қазақ, өзбәк, түрк, әзәрбайҗан, уйғур, қирғиз, башқурт, чуваш, болғар, татар, түркмән, қарақалпак, бурят, ноғай, гагаъуз, қарачай, яқут, корей, япон-һунларниң әвлади һәммигә ортақ бүйүк әҗдатлириниң роһиниң алдида һәр бириниң тәғдири үчүн ортақ җавапкәрликкә егә». (2010-жили өткүзүлгән Һун-түркийләр қурултийиниң мураҗиъәтнамиси)

   Һунгария (Веңрия-славянчә атилиши) тәбиәт музейиниң илмий тәтқиқатчиси, антрополог, «Мажарстан-Туран» фондиниң тәсисчиси Андраш Биро Жолта билән миллитимиз җанкөйәри Ваққас Мәмәдиновниң өз ара достлуқ мунасивити икки хәлиқ арисидики изгү ишларға көрүк болмақта. Өзиниң йилтизини, тегини Мәркизий Азиядә дәп билидиған мажар алими Андраш Биро 2010-жилдин бери 160 миллион нопусқа егә түркий хәлиқләрниң вәкиллирини жиғип Мажарстанда икки жилда бир қетим «һун-түркийләрниң қурултийини өткүзүп келиватиду. Мажарстан һөкүмити тәрипидин һәртәрәплимә қоллап қувәтләшкә егә бу қурултайға, миллитимиз вәкиллириниң иштрак қилиши үчүн җанкөйдүргән Ваққас Мәмәдинов 2010, 2012, 2014-жиллири уйғур делегасиясигә рәһбәрлик қилип, миллитимизниң қедимий тарихи, мәдәнийити, сәнъитидин дерәк беридиған «Уйғур өйини» тәшкилләп Европилиқларниң қизғин қарши елишиға еришкән еди. Үч күн ичидә қурултайни тамашә қилған 150 миң адәмниң мәлум қисми уйғурниң нағра-сүнийини, нахша-сазини аңлап, бай сәнъитимиздин бәһирлинип миллитимизгә болған қизиқиши техиму ашти. «Мән бир вақиәни һеч қачан унтимаймән», – әсләйду Ваққас ака, – бизниң нағра-сүнәй авази яңраватқан мәйданға адәмләр бир пәстила көпийип кәтти. «Уйғур өйи» дәп атилидиған көргәзмимизни зиярәт қилип, миллий кийимлиримизгә һәвәс билән қараватқан Европилиқ яшларниң бири йенимға келип, бир нәрсиләрни дәп қолумни алди. Йенимда турған нәврәм тәрҗимә қилип бәрди У: «Әгәр маңа қайта туғулуш несип болса, мән уйғур болуп дунияға ярилишни халиған болар едим», – дегән екән.
Мана шу дағдуғилиқ қурултайдин кейин Ваққас Мәмәдинов билән Андраш Биро әҗдади бир әвлатларниң арисидики мәдәний алақини техиму чиңитип, мустәһкәмләш йолида бир қатар чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурушни ойлапму қойған.

Даңлиқ антрополог Андраш Биро Жолта билән Абдулла Розибақиъев намидики 153-көп саһалиқ гимназиядә учришиш өткүзүлди. Вәтинимиз Қазақстанда инақ-иҗил яшаватқан хәлиқләрниң миллий кийимлиридики оқуғучилар меһманни нан-туз билән күтүвалди. Гимназия музейини, синипларни зиярәт қилғандин кейин учришиш меһманлири үчүн оқуғучилар тәрипидин тәйярланған консерт көрситилди. Консерттин кейин сөз алған Андраш Биро антропологиялик, археологиялик тәтқиқатларниң нәтиҗисидә мажарлар билән түркий хәлиқләрниң қан-қериндашлиғи дәлиләңәнлигинини, ейтип һунларниң шанлиқ тарихидин қисқичә баянлап бәрди. Инсанийәт тарихида Тарим ойманлиғиниң муһим рол ойниғанлиғинини, Тәклимакан қумлиғиға дүмләнгән тарих бетидә ечилмиған талай сирларниң бар екәнлигиниму алаһидә тәкитлиди. Алимниң қисқичә илмий тәтқиқатларға асасланған баяни зор қизиқиш һасил қилип, қатнашқучилар вуҗудида өтмүшидин пәхирлиниш туйғулирини долқунлатти. Мәзкүр учришишниң тәшәббускари Ваққас Мәмәдинов қедимда Атилла атниң бешини Европиға буриған болса, бүйүк һунларниң бүгүнки вәкили Андраш Биро әҗдатлар изи билән меңип, йилтизини Мәркизий Азиядә тапқанлиғини, миңлиған жиллар издигән қериндашларниң бир-бири билән көрүшүш пурситини яритишта униң әҗри бебаһа екәнлигини, алаһидә тәкитлиди. Гимназия мудири Алмута шәһәрлик мәслиһәт депутати Шавкәт Өмәров бүгүнки учришишниң яш әвлат үчүн әһмийитиниң зорлиғини, оқуғучиларниң илмий лаһийиләридә йеңи мәнбә болалайдиған мавзуни көрүватқанлиғини ейтип, меһманға чапан кийдүрди. Ушбу мәрасимға зиялилар, «Достлуқ» мәһәллисиниң җамаъәтчилик вәкиллири иштрақ қилди.

«Көз йешида нәмләнгән зимин»

…Шатлиққа интилсаң қарши алди – пәрият,
Һәр чоңқур нәпәсиң тарих налиси.
Җай сениң, бирақта өзәң унда ят,
Сән өз өйүңниң өгәй балиси.
(С. Мәмәтқулов «Түгимәс ой»)

Йенидики топрақниң бир парчисидин әсирләр мабайнида өз вәтинидә өгәйләнгән милләтниң налиси келәтти. Вәтән үчүн вәтән дәп, вәтәндин айрилғанларниң зари. Әң еғир азап-оқубәтләрни бешидин кәчүргәнләрниң арисида уйғур диярида киндик қени төкүлгән татар хәлқиниң қәһриман қизи Сөйүнгүл Чанишеваму бар еди. Туғулған диярға болған сөйгү-муһәббити үчүн тәқиплинип өмриниң әң гөзәл яшлиқ дәврини түрмиләрдә өткүзгән Сөйүнгүл Чанишеваниң уйғур тилида йезилған «Көз йешида нәмләңән зимин» әсәрини рус, татар тиллириға тәржимә қилдурди. Зиминниң әйни әһвалидин дәрәк беридиған бу китап оқурмәнләрниң кәң аудиториясигә һавалә қилиниши билән биллә Татарстан президенти Шаймиевқа тәғдим қилинди. 2017-жили июн ейида «Әркин Азия» радиоси төвәндики мәзмундики хәвәрни тарқатти.
«Һазир Австралиядә туруватқан пешқәдәм татар зиялиси Сөйүнгүл Чанишева ханимниң уйғур тилида йезилип, уйғур зиялиси Рәһимә Маһмут тәрипидин иңлиз тилиға тәрҗимә қилинған «Көз йешида нәмләнгән зимин» намлиқ тарихий романи хәлиқара қәләмкәшләр җәмийитиниң «2017-жилдики тәрҗимә әсәри» мукапитиға еришти. Ядиңларға салимизки, Сөйүнгүл Чанишеваниң «Көз йешида нәмләнгән зимин» романи 2009-жили Түркиядә йоруқ көргәндин кейин, һәрхил жилларда түрк, рус, татар вә иңлиз тиллириға тәрҗимә қилинған».
Бу әсәрниң дуния җамаәтчилигигә тонуштурушта Ваққас Аббас оғлиниңму үлүши бар. Хәлқимиз арисидин йетилгән шаир-язғучиларға қолидин келидиған ғәмхорлиғини қилишқа тиришатти.
Сөйүнгүл Чанишеваниң ана вәтинимиздә йүз бәргән сәясий тәқипләшләр һәққидики бу романини дәсләп оқуп чиққанда, китапниң һәр бир бетидə хəлиқниң азаплиқ һаяти тəсвирлəнгəн.
Иля Бәхтия замандиши Сөйүнгүл Чанишева бешидин өткүзгән күлпәтлик күнләрни өз вақтида «Шәрқий Түркистан зари» шеъирида ижарлап кәткән еди:

Ва, әзиз әл! Ва, әзиз жут! Гүл дияр!
Хорлиғидәк сәндә немә гуна бар?!
Ата-бовам маканидин бүгүнзә,
Саз орниға муңлуқ жиға аңлинар.

Ана Вәтәнниң жиғиси һелиму бесилғини йоқ. Амма миллионлиған қәлбләрдә пилдирлиған үмүт оти өчкини йоқ. Үмүт чириғи әвлаттин әвлатқа өтмәктә.
Униң йенида вәтән егилириниң қанлиқ көз йешида нәмләнгән зиминниң бир парчиси…
Көләмлик портреттики дадисиниң нәзәри мошу топраққа тикилгән. Бир сиқим топрақтин шаир тили билән ейтқанда
«Қара көзниң арминини сақлиғин,
Шатлиқ күни болғандиму керәк яш» дегән сада келәтти.
Йенида аһу-пәриядтин мискинләшкән зиминниң бир парчиси…