Икки Шәрқий Түркистан Җумһурийити һәққидә хуласә
1933-йили 12- вә 1944-йили 12-ноябирдин ибарәт охшаш бир күндә уйғур хәлқи икки қетим өз мустәқиллиқини җакарлап, 20 әсирдики, өзигә-өзи хоҗа болған Икки Шәрқий Түркистан Җумһурийити һәққидә хуласә .
Нәбиҗан Турсун ( тарих пәнлири доктори)
1933-йили 12- вә 1944-йили 12-ноябирдин ибарәт охшаш бир күндә уйғур хәлқи икки қетим өз мустәқиллиқини җакарлап, 20 әсирдики, өзигә-өзи хоҗа болған Шәрқий Түркистан Җумһурийитини қурғаниди. Әнә шу күнидин етибарән 12-ноябир уйғур хәлқиниң тарихидики унтулмас сәһипә болуп қалди.
Тарихий мәлуматларға асасланғанда 1931-йили уйғур хәлқиниң 20-әсирдики кәң көләмлик миллий азадлиқ қозғилиңиниң тунҗи оқлири Қумул тағлирида етилди. Хоҗа Нияз һаҗим башчилиқидики бу қозғилаң ғәлибәсери кеңийип, уйғур елиниң һәммә җайлириға күчлүк тәсир көрситиш билән хәлқниң азадлиққа, мустәқиллиққа болған ишәнчини ашурди. Нәтиҗидә, Хотән хәлқи Муһәммәд Имин Буғраниң рәһбәрликидә 1933-йили 2-айниң 13-күни қозғилаң көтүрүп, шу йили 4-айниң 11-күни Хотән һөкүмитини қурди. 1932- вә 1933-йили Турпан, Куча, Ақсу, Қәшқәр қатарлиқ җайлардиму қозғилаң көтүрүлүп, бу җайлардики җин шурен һөкүмранлиқи ағдуруп ташлинип, һакимийәт қозғилаңчилар қолиға өтти. Хоҗа Нияз һаҗим вә Мәһмут Муһитилар башчилиқидики Қумул-Турпан қозғилаңчилириму Тәңри тағлириниң җәнуб тәрәплиригә кеңәйди. Мана мушундақ шараиттин пайдилинип, Шәрқи Түркистан Истиқлал Җумһурийитини бәрпа қилиш үчүн Сабит Дамоллам бир қисим қошунни башлап Хотәндин Қәшқәргә келип, Қәшқәрдә «Шәрқи Түркистан Истиқлал җәмийити» ни қуруп, җиддий тәййарлиқлардин кейин 1933-йили 12-ноябир күни Қәшқәр шәһиридә Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлиди.
Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити уйғурларниң җумһурийәтчилик идийә тарихидики тунҗи миллий җумһурийити шуниңдәк бу саһәдики тунҗи тәҗрибиси. Мәзкур мустәқил һакимийәт өз асасий қануни, дөләт программиси, дөләт байриқи, дөләт герби қатарлиқ дөләтчилик символлириға шуниңдәк йәнә 16 министирлиққа игә болуп, Хоҗа Нияз һаҗим президентлиқ, Сабит Дамоллам баш министирлиқ вәзиписигә тәйинләнди. Мәзкур җумһурийәт гәрчә илгири-кейин аран 3 ай мәвҗут болуп туралиған болсиму, лекин у, өзиниң қисқиғинә мәвҗутлуқ тарихида бир қатар ишларни қилди вә техиму көп пиланларни әмәлгә ашурушқа тиришти. Әмма, мәзкур яш һакимийәт ташқи сиясий җәһәттин Совет иттипақиниң арилишиши, ички җәһәттә Ма җоңйиң тәрәпдарлири болған туңган қораллиқ күчлириниң биваситә һәрбий һуҗуми шундақла мурәккәп ички низалар сәвәбидин ағдуруветилди. Биринчи җумһурийәтниң ағдурулушидики ички вә ташқи икки амил ичидә һәл қилғуч амили йәнила инқилаб рәһбәрлириниң сәвәнликлири асаслиқ рол ойниди. Булар: биринчидин ички җәһәттә бирлик болмаслиқи вә өзара бир-биригә бойсунмаслиқ, ички низа териш. Иккинчидин, күчни бирләштүрүп, Йеңишәһәрни қисқа вақитта азад қилалмаслиқ. Үчинчидин, бирликкә кәлгән һәрбий қоманданлиқ вә мунтизимлашқан қошун вә һәрбий тәлим тәрбийә көргән командир вә әскәрләр системиси болмаслиқ, төтинчи, милләт тәркибиниң мурәккәплики вә мәһәлливазлиқ, юртвазлиқ хаһишлириниң күчлүк болуши. Бәшинчи , омумйүзлүк наданлиқ, әң муһими бирлик, иттипақлиқ, бир рәһбирий, бир ядролуқ рәһбәрлик астида иш елип бармаслиқтур.
Ташқи амилни көрсәткәндә, шуни тәкитләш зөрүрки, Совет иттипақи һөкүмити өзиниң Асия вә Оттура Асия районидики мәнпәәтлири вә бихәтәрликидин чиқиш қилип, болупму Японийә, Әнглийә, Германийә вә Түркийә қатарлиқ дөләтләр билән өзиниң мәркизий Асия вә йирақ шәрқтики риқабәтлирини нәзәргә елип, уйғур вә башқа хәлқләрниң уйғур дияридики миллий азадлиқ инқилабини қоллимаслиқ, йәни мустәқиллиқ һәрикәтлирини қоллимаслиқни қара қилип, 1933-йили, 7-айниң 31-күни мәхпий қарар қобул қилди. Әнә шу қарар бойичә 1934-йили, 1-айда зор қошун киргүзүп, Ма җоңйиңниң туңган күчлирини тармар қилип, уни җәнубқа қоғлап, униң Шәрқий Түркистан җумһурийитигә һуҗум қилип, йоқитишиға асас яритип бәрди. Совет иттипақи мустәқиллиқ һәрикитини қоллимай, униң әксичә, өлкигә хитай милитаристи Шең Шисәйни тикләп турғузуп, Хоҗа Нияз һаҗи башлиқ уйғур рәһбәрлирини униң билән һәмкарлаштуруш пиланини ишқа ашурди.
Совет иттипақиниң «Езилгән милләтләрниң азадлиқиға ярдәм бериш шоарлири вә Совет иттипақи вәкиллири һәм Шең Шисәйниң вәдилиригә ишәнгән Хоҗа Нияз һаҗим башлиқ бир қисим әрбаблар Үрүмчигә келип, Шең Шисәй башчилиқидики өлкилик һөкүмәткә қатнашти. Бу әмәлийәттә уйғур сиясий тарихидики тунҗи бирләшмә һөкүмәт болуп, Хоҗа Нияз һаҗим өлкигә муавин рәис болуп, башқа бир қисим қозғилаң рәһбәрлири бир қанчә назарәт, идарә, вилайәт вә наһийәләрниң рәһбәрлик вәзипилиригә еришти вә яки башқуруш системисиға қатнашти. Һечқачан уйғурларни һакимийәтни идарә қилишқа қатнаштуруш вә яки муһим рәһбири һоқуқларни тәқсим қилип беришни ойлап бақмиған, һоқуқпәрәс шовинист хән һөкүмранлири өз тарихида тунҗи қетим Хоҗа Нияз һаҗимға өлкиниң муавин рәислик юқири һоқуқини бериши иди.
Бирақ, бу узунға бармиди, 1937-йилидин кейин, уйғур хәлқи Совет иттипақиниң йөлишидики Шең Шисәй мустәбит һакимийитиниң қайтидин қанлиқ бастурушиға учриди, Хоҗа Нияз һаҗим қатарлиқ Шең Шисәй билән һәмкарлашқан уйғур вә башқа қериндаш милләтләрниң вәкиллири Шең Шисәй вәкилликидики милитаристлириниң вәдисигә вапа қилмай, қайтидин бастурушиға учрап, нәтиҗидә уйғур вә башқа қериндаш хәлқләр иккинчи қетим кәң көләмлик миллий азадлиқ күрәш мәйданиға өзини атти.
Гәрчә, 1933-йилидики Шәрқи Түркистан Ислам Җумһурийити қисқа өмүр сүргән болсиму, лекин униң роһи вә әнәниси шундақла ай юлтузлуқ байриқи 1944-йилиниң 12-ноябириға мирас болуп қалған иди.
Тарихий мәлуматларға асасланғанда, 1944-йили 8-айда Нилқа әтрапидики Уластай тағлирида Фатих, Ғени, Әкбәр, Рәпиқ, Сейит, Нурум, Осман вә Хәмит қатарлиқ батурларниң башламчилиқида қозғилаң партлап, миллий азадлиқ инқилаби Или тағлирида кеңийишкә қарап йүзләнди. Гоминдаң һөкүмити тәрипидин «Алтә оғри» дәп аталған уйғур, қазақ вә татардин тәркиб тапқан мәзкур қораллиқ партизан қоманданлириниң нами тездин пүтүн Или вадиси һәтта башқа җайларға тарилип, уларниң қошуни барғансери кеңийип, 7-өктәбир күни Нилқа базири улар тәрипидин азад қилинди. Шәрқий Түркистан Җумһурийити һөкүмитиниң баш катипи болған һәмдә азадлиқ тәшкилатиниң әзалиридин бири мәрһум Абдурәуп Мәхсум Ибрайими 2001-йили, 17-апрелда зияритимизни қобул қилғанда азадлиқ тәшкилати вә җумһурийәтниң қурулуш мәсилилири һәққидә сөзләп бәргән иди. Униң баянлириға таянғанда, Нилқа партизанлири җиддий һәрикәт қиливатқанда 1944-йили 4-айда Ғулҗа шәһиридә қурулған «Азадлиқ тәшкилати» мәхпий түрдә Ғулҗа қозғилиңиға тәййарлиқ қиливататти. Нилқа азад қилинғандин кейин, Ғени батур, Фатих батур қатарлиқлар башчилиқидики Нилқа қозғилаңчилирини асас қилған һалда азадлиқ тәшкилати вә Ғулҗа хәлқи 7-ноябир күни қозғилаңни башлиғандин тартип, 12-ноябир күнигичә Ғулҗа шәһиридики Һәрәмбағ, Лаңшаң қатарлиқ җайлардин башқа пүтүн шәһәрни азад қилди.
1944-йили 12-ноябир күни Әлихан Төрә башчилиқидики «Азадлиқ тәшкилати» уйғур, қазақ, қирғиз кулубида йиғин ечип, Шәрқий Түркистан Җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң қурулғанлиқини елан қилди һәмдә Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң ай юлтузлуқ йешил байриқини асти.
Биринчи күнидики қурулуш йиғинида Шәрқи Түркистан Җумһурийәт һөкүмәт әзалири бекитип чиқилди. Шәрқи Түркистан Җумһурийити һөкүмитигә Әлихан Төрә рәис, Һакимбәг ғоҗа муавин рәис, Абдурәуп Мәхсум һ баш катип болғандин сирт йәнә 16 киши һөкүмәт әзалиқиға сайлинип җиддий һалда һәрқайси министирлиқларни тәсис қилиш хизмитини башлиди. Арқидинла сәһийә, маарип, деһқанчилиқ-орманчилиқ, дини ишлар, ички ишлар, баҗ, сода вә чарвичилиқ министирлиқлири қурулуп, униң мәсуллири вәзипигә тәйинләнди.
Шуниңдин тартип, Шәрқи Түркистан Җумһурийити һөкүмитиниң рәһбәрликидә Или хәлқи омумий йүзлүк қозғилип, тездин Илини толуқ азад қилип, 1945-йили 8-апрелда Шәрқи Түркистан Миллий Армийәсини қурди. Уйғурларни асасий ядро қилип, һәр милләт оғланлиридин түзүлгән заманиви, мунтизим вә җәңгивар Миллий Армийә 6-айдин башлап үч йөнилиш бойичә һуҗумға өтүп, Тарбағатай вә Алтай вилайәтлирини һәмдә Ақсу, Яркәнт, Қәшқәр вилайәтлириниң бир қисмини азад қилди. Қисқиси, илгири-кейин, Миллий Армийә вә шимал вә җәнубтики җайларда уруш қилип, адәм сани 40 миңдин ешип кәтти. Инқилаб пүтүн уйғурлар дияриниң 9 вилайити даирисигә һәр хил дәриҗидә йейилди. 30 дин артуқ наһийә, миңлиған йезилар азад болди. Миллий армийә хитай гоминдаң армийәсиниң 80 миң кишилик қошунини искәнҗигә алди вә 40 миңдин артуқ қошунини тармар қилип, 26 миңғичә болған һәр хил қорал-ярақ, зор сандики оқ-дора ғәниймәт алди. Хитай қошунлири пәқәт Үрүмчи, Қәшқәр, Йәкән, Хотән, Ақсу қатарлиқ шәһәрләргила мәркәзлишип қалидиған вәзийәт шәкиллинип, 1945-йилиниң 10-ейиға кәлгәндә, пүтүн уйғур дияри толуқ азад болуш вәзийити шәкилләнди. Әмма бу вақитта дуня вәзийити, хәлқара мунасивәтләрдә зор өзгириш йүз берип, бу инқилаб мана шу дуняви вәзийәт өзгириши вә йеңи хәлқара мунасивәтләр тәркибигә кирип кәтти вә йөнилишидә җиддий өзгириш йүз бәрди. 1945-йили 10-айда баштин ахири Шәрқий Түркистан Җумһурийитини һәрбий вә сиясий җәһәттин қоллап һәм ярдәм берип кәлгән Совет иттипақиниң бесими астида миллий армийә һуҗумини тохтитишқа мәҗбур болди. Москваниң көрсәтмиси вә бесими астида Шәрқи Түркистан Җумһурийәт һөкүмити билән хитай гоминдаң мәркизи һөкүмити оттурисида тинчлиқ сөһбити башлинип, 8 айға созулған сөһбәт нәтиҗисидә бирләшмә һөкүмәт қурулуп, Шәрқий Түркистан тәрәптин Әхмәтҗан Қасими бирләшмә һөкүмәткә муавин рәис болди.
Арилиқта бир йилға йеқин вақит хитай мәркизи һөкүмити билән қозғилаңчиларниң түзгән тинчлиқ келишиминиң роһи бойичә қурулған бирләшмә һөкүмәт мәвҗут болуп, сиясий күрәш әвҗи алған болсиму, лекин ахирида мәзкур һөкүмәт бузулуп, Әхмәтҗан Қасими башчилиқидики җумһурийәтниң бирләшмә һөкүмәткә қатнашқан вәкиллири Ғулҗиға қайтип кәтти шуниңдәк йәнә Манас дәряси Үрүмчи һөкүмити билән Или һөкүмитиниң чеграси сүпитидә қайтидин алдинқи сәпкә айлинип, икки тәрәп қошунлири җиддий уруш һалитигә кирип, бири-бири билән тиркәшти.
1946-йили Әхмәтҗан Қасими инқилаб рәһбирилик орниға чиққандин тартип, таки 1949-йилиниң ахириғичә болған арилиқта Сабиқ Шәрқий Түркистан һөкүмити йәнила мустәқил һакимийәт сүпитидә өзиниң бурунқи мәвҗутлуқини сақлап, Үрүмчидики хитай һөкүмити билән һәрбий-сиясий, иқтисадий вә башқа җәһәтләрдин тиркишип туруш вәзийитини давамлаштурди. Хитай гоминдаң һөкүмитиниң битимдин пайдилинип, Или, Тарбағатай вә Алтайдин ибарәт үч вилайәтни бесивелиш, иқтисадий җәһәттин набут қилиш пиланлирини вәйран қилди, Әхмәтҗан Қасими рәһбәрликидики миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлики бу җәрянда иҗтимаий-иқтисади, мәдәний-маарип вә башқа җәһәтләрдин өзини тәрәққий қилдуруш, күчәйтиш басқучлирини баштин кәчүрүп, хитай гоминдаң һөкүмранлиқидики йәттә вилайәттикидин үстүн турмуш сәвийәси вә иқтисади, маарип әвзәллики яритип; Уйғурларниң заманиви дөләтчилик идийәси вә асасини турғузди шуниңдәк уйғурларниң өзини-өзи идарә қилғандиму юқирида сәвийәдә идарә қилиш һәм өз алдиға өз һакимийитини һәр җәһәттин гүлләндүрүш иқтидариға игә икәнликини намаян қилип, уйғурларниң дөләтчилик роли вә иқтидарини кәмситкүчиләргә үнүмлүк җаваб бәрди.
Бирақ, 1949-йили дуня вәзийити, соғуқ мунасивәтләр уруши вә хитайдики омумий вәзийәтниң өзгириши түпәйлидин Сталин һөкүмити хитай коммунистлири билән ашкара һәмкарлишиш, хитай коммунист һакимийитини йөләп вә ярдәм берип, йеңи коммунистик хитайни сотсиялизм лагериниң муһим әзаси сүпитидә Совет иттипақиниң Америка башлиқ ғәрб дөләтлири билән болған күришидә таянч күч қилип пайдилиниш истратегийәсини таллиди. Нәтиҗидә, Сталин һөкүмити Шәрқи Түркистан мәсилисини хитайниң ички иши тәриқисидә бир тәрәп қилишқа рази болди. Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай коммунистлириниң хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулушини тездин җакарлишини көрситип, буниң үчүн Или һөкүмити вә Үрүмчи һөкүмитиниң хитай коммунист һакимийитигә бойсунушини қолға кәлтүрүш үчүн һәрикәт қилди. Москва хитай коммунистлириниң вәкили Дең Личүнниң Ғулҗиға берип, Или вәкиллири билән сөзлишиши шуниңдәк униң йәнә мәхпий түрдә Үрүмчигә берип, Бурһан Шәһиди вә Тав Сийо қатарлиқ гоминдаң һәрбий-сиясий рәһбәрлириниң коммунистларға тәслим болушини қолға кәлтүрүшигә шараит яратти һәм зич маслашти.
Хитай вә сабиқ Совет иттипақи һөкүмәтлириниң рәсмий һөҗҗәтлири бойичә алғанда Әхмәтҗан Қасими, Исһақбек Муноноф қатарлиқ рәһбирий шәхсләр 1949-йили 27-авғуст күни Бейҗиңда ечилидиған хитай дөләт қурулуш сиясий кеңәш йиғиниға қатнишиш сәпиридә айропилан һадисиси билән Совет иттипақи территорийәсидә қаза тапти. Бирақ, кейинки йәнә бир қисим һөҗҗәтләрдин ашкарилинишичә, бу айропилан һадисиси 25-авғуст йүз бәргән болуп, сәвәби ениқ әмәс. Лекин, бу һәқтә издәнгән Рус тарихчилири вә башқа әйни вақитта Шәрқи Түркистан һөкүмитидә муһим рәһбири вәзипиләрни атқурған кишиләрниң қарашлири һәмдә Совет иттипақиниң әйни вақитта Ғулҗиға әвәткән мәхпий хадимлириниң Алмутадики уйғур паалийәтчилиригә сөзләп бәргән учурлириға таянғанда Әхмәтҗан Қасими қатарлиқ сабиқ Шәрқи Түркистан Җумһурийитиниң һәрбий-сиясий рәһбәрлири уйғур елиниң кәлгүси сиясий тәқдири мәсилисидә Совет һөкүмити билән өткүзгән сөһбәт җәрянида өз пикиридә чиң туруп, Москваниң тәклипини рәт қилғанлиқи сәвәбидин Совет бихәтәрлик даирилири тәрипидин суйиқәст қилинған болуши мумкин.
Шуниңдин кейин, 1949-йили 10-айда Хитай Азадлиқ Армийәси Үрүмчигә кирди вә Или һөкүмитиниң Сәйпидин Әзиз башлиқ қалдуқ рәһбәрлири өзлириниң хитай компартийәси вә һөкүмитиниң рәһбәрликини қобул қилидиғанлиқини җакарлиди. Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң ахирлишиши вә хитай компартийәсиниң уйғурлар диярини игилишидә Сталин һөкүмити һәл қилғуч рол ойниди. Шәрқий Түркистан һөкүмитиниң вә миллий азадлиқ инқилабиниң мәғлуп болушида ташқи амил, йәни Совет иттипақи вә әйни вақиттики хәлқара истратегийәлик мунасивәтләр әң асаслиқ амилдур.
Шәрқи Түркистан Җумһурийити һөкүмити 1945-йили, 22-өктәбир күни 113-санлиқ һөкүмәт әзалири йиғининиң қарари бойичә, һәр йили 12-ноябирни дөләт вә инқилаб байрими қилип бекиткән болуп, уйғур хәлқи йеқинқи заман тарихида өз җумһурийәт байриқи астида мустәқил өзини-өзи идарә қилип, 12-ноябир байримини бәш йил хатириләшкә мувәппәқ болалиди. 1949-йили, 10-айниң оттурилириға кәлгәндә бәш йил асқан ай юлтузлуқ йешил дөләт байриқи елип ташланди һәмдә 12-айниң ахирлирида қәһриман миллий армийә хитай азадлиқ армийәсиниң 5-корпуси қилип өзгәртилип, узун өтмәй пүтүнләй әмәлдин қалдуруветилди.
1933-йили Қәшқәрдә қурулған Шәрқий Түркистан җумһурийитигә бу йил 86 йил, 1944-йили Ғулҗида қурулған, биринчи қетимлиқ җумһурийәтниң вариси болған иккинчи қетимлиқ Шәрқий Түркистан җумһурийитигә 75 йил болди. Йиллар өтти, әвладлар алмашти вә йеңиланди. Нурғун батурлар өз арзу-арманлирини кейинкиләргә мирас қалдуруп, бу дуня билән көзлири очуқ һалда хошлашти. 20-әсирниң биринчи йерими уйғурлар үчүн толиму җәңгивар, толиму мәрданә, толиму шад-хурамлиқ, йәнә өз нөвитидә интайин паҗиәлик мусапиләр билән толған унтулмас тарихий басқуч болди. Униң ғәлибилири уйғурларни келәчәккә үмидләндүрсә, униң мәғлубийәтлири уйғурларни ечиндурди.
Йилларниң өтүши билән уйғурларниң бу тарихий әслимилириниң кониришиға қаримай, техиму көп йеңи әвлад кишиләрниң 12-ноябир хатирилирини әсләватқанлиқи, сеғиниватқанлиқи, әҗдадлири басқан бу мусапиләргә болған һөрмәт вә һәвәс қилиш туйғулириниң йеңилиниватқанлиқи шуниңдәк техиму күчийиватқанлиқи мәлум болмақта.
Нилқа, Һәрәмбағ, Шихо-җиң, Ақсу уруш мәйданлирида мәйданға кәлгән қәһриманлиқ һекайилири унтулуп кетилмәстин, әксичә бу һекайиләрниң техиму көп йеңи адәмләргә күчлүк миллий роһ вә күч-қуввәт ата қиливатқанлиқи рошән.
Ундақта 20 — әсирдики миллий азадлиқ инқилабларниң ғәлибиси вә икки җумһурийәтниң ғәлибисидин бүгүнки уйғурларға немә қалди? Рошәнки, буниң кәскин җаваблири, азадлиқ, мустәқиллиқ, һөрлүк, милләт вә инсан қиммити билән яшаш ишәнчи вә үмидидин ибарәттур. Ундақта Шәрқий Түркистан җумһурийитиниң мәвҗут болуп туралмаслиқидин қалған савақ немиләр, Шәрқий Түркистан Ислам җумһурийитиниң йоқитилишидики сәвәбләр-йәни ички низалар, бирлик болмаслиқ вә иттипақсизлиқ, наданлиқниң уйғур хәлқи үчүн әң хәтәрлик дүшмән икәнлики, бу дүшмәнниң буниңдин кейин уйғурлар һаятидин йоқ қилинмай туруп, һечқачан ғәлибә қилалмайдиғанлиқини көрсәтти, иккинчи җумһурийәтниң ахирлишишидики һәл қилғуч амил хәлқара мунасивәт болуш билән униң савиқи шуки, уйғурлар хәлқара мунасивәтләр, риқабәтләр вә иттипақдашлиқларда ичидә қандақ мәвҗут болуп туруш вә пайдилинишқа зор дәриҗидә әһмийәт бериши керәк.
Қисқиси, йерим әсирдин артуқ вақит өткәндин кейинки бу күнләрдә мәзкур «шәрқий түркистан җумһурийити» аталғуси уйғурларниң сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт вә миллий кимлик тәбирлирини бериштә кәм болса болмайдиған аталғуға айланди.