Пятница, 22 ноября, 2024
Аммибаб

Муһәммәд Имин Буғра

© 100 Мәшһур уйғур, Муһәммәттурсун Әмәт Уйғур

Муһәммәд Имин Буғра

Шәрқи Түркистан инқилабиниң атақлиқ рәһбәрлиридин бири, Хотән инқилабиниң баш қомандани, йеқинқи заман Шәрқи Түркистан тарихидики 3 әпәнди дәп тонулған әпәндиләрниң иккинчиси, дини алим Муһәммәд Имин Буғра Mehmet Emin Buğra 1901- йили Хотән шәһири ичидики хәлипилик һойла мәһәллисидә оттураһал аилидә дуняға кәлгән.

Дадиси Фәриддин һаҗим, Хотәнниң мөтивәр дини алимлиридин болуп, Муһәммәд Имин Буғра кичик чеғидила вапат болуп кәткән. У төт оғул, икки қиз қериндиши билән аниси Секинә Бану ханимниң тәрбийисидә чоң болған. 21 йешида Хотән вә Қарақаштики мәдрисиләрдә йүксәк дини илим оқушини тамамлиған 1922 йилидин 1933- йилиғичә Хотән вә Қарақашта қуран тәфсири вә һәдис илимлиридә баш мудәррислик қилған.  Муһәммәд Имин Буғра үстүн илми қабилийити билән Шәрқи Түркистан хәлқиниң атақлиқ вә һөрмәткә сазавәр дини затлириға берилидиған “һәзритим”  унвани билән аталған.

Муһәммәд Имин Буғра яш чеғидин башлапла, уйғурчә, әрәбчә вә парсчә шеирлар йезишқа башлиған.  Униң шеирлар топлимида әрәбчә вә парсчә шеирларни хели көп учритимиз.  Муһәммәд Имин Буғра өзини һәр пурсәттә заманиви илимләр билән йетиштүрүшкә тиришқан.  Шу дәврләрдә тәшәббус қилинған  “маарипта йеңилиққа көчүш”  һәрикитини қоллап- қуввәтлигән. Маарипта йүргүзүлгән йеңилиқ вә ислаһатчилиқ тәрәпдари болғанлиқи түпәйлидин шу заманниң мутәәссип кишилириниң қаршилиқиға вә чәткә қеқишиға учриған.

У Қарақашта яш мудәррис вә талипларни тәшкилләп, Шәрқи Түркистанни таҗавузчи, мустәмликичи хитай һөкүмранлириниң ишғалидин қандақ қутулдуруш йолида чарә- тәдбир излигән.  Буниң үчүн у ишни алди билән өгиниш, тәкшүрүп- тәтқиқ қилиш билән башлиған.  Муһитидики наһайити йетәрсиз вә аз имканийәтләрдин пайдилиништин башқа Хотәндин Һиндистанға берип- келип туридиған содигәрләр вә әрәбистанға баридиған һаҗилар билән тағисиниң өйидә өткүзүлгән сөһбәтләрни қизиқип аңлап, бу кишиләр чәтәлдин елип кәлгән гезит- журналларни оқуп, билимини ашуруп дуня вәзийитидин хәвәрдар болуп турған.  Буғра буниң биләнла чәклинип қалмиған  у 1930- йили пүтүн Шәрқи Түркистанниң муһим шәһәрлирини айлинип чиқип, бу җайлардики хитай һөкүмитиниң күчи вә хәлқниң роһий һалити қатарлиқ стратегийилик вәзийәтни өзи бивастә көзәткән. Дини вә сияси җәһәттә мөтивәр Сабит Дәмоллам (1883- 1941) қатарлиқ затлар билән көрүшүп пикирләшкән. нәтиҗидә хитай ишғалидин қутулуш үчүн Шәрқи Түркистанниң у вәзийитидә қораллиқ миллий инқилабтин башқа чарә йоқ дегән тонушқа кәлгән.  Муһәммәд Имин Буғра 1930 — йили Хотәндә бир юшурун “миллий инқилаб комитети” тәшкилати қуруп чиққан.

1933 — йили 2- айниң 24- күни[1] Муһәммәд Имин Буғра билән Сабит Дәмоллам өз адәмлирини ов милтиқи, қилич, чомақ қатарлиқ қораллар билән қоралландуруп Қарақаш наһийисидики хитай ямулиға һуҗум қилип, чақмақ тезликидә ғәлибә қазанған.  Нәтиҗидә 4- айниң 5- күни Хотәндә”Хотән ислам һөкүмити”  қурулған.  Бу һөкүмәткә Муһәммәт Нияз Әләм дегән киши диний даһий, Муһәммәд Имин Буғра баш қомандан, Сабит Дәмоллам алий мәслиһәтчи, Сүпүргә һаҗим мәслиһәтчи, Қурбан һаҗим ички ишлар министири болуп сайланған . Бу тарихтин башлап, Муһәммәд Имин Буғра “әмир һәзритим”  унвани билән, чәтәлдә болса “Хотән әмири” дәп тонулған.

Муһәммәд Имин Буғра 1934 — йилиниң ахирида милитарист туңган Махусәнниң һуҗумлиридин мәғлуп болуп Һиндистанға һиҗрәт қилиду. Һиндистан вә Афғанистанниң Шәрқи Түркистанға чегридаш болған Памир вә Вахан тағлиқ районлирида “қораллиқ йиғилиш вә юртқа қайтиш” паалийәтлирини елип бариду.  Бу җәрянда у бихәтәрликни көздә тутуп, “Абдуллахан Яркәнди” дегән исимни қоллиниду. У Афғанистан вә Кәшмирниң Шәрқи Түркистанға туташ болған “буруғил”  җилғисиға орунлишип, бу йәрдин партизанлиқ уруши билән бир қисим земин игиләп, Шәрқи Түркистан милли азадлиқ урушини давамлаштурушни пиланлайду.  У Вахан қәбилилири билән қорал сетивелиш үчүн келишим түзәп, келишим бойичә тәхминән бир милйон сәр күмүш төләйду[2]. Лекин ”вахан” қәбилилириниң келишимгә хиянәт қилиши билән сетип алған қораллар вә вәдә қилинған башқа ярдәмләр қолға кәлмәйду[3].

У йилларда ғәрбий түркистанни бесивалған руслар вә һиндистанда әвҗ еливатқан милли азадлиқ һәрикәтлиридин қаттиқ әндишигә чүшкән инглизлар өз чегрилири әтрапида оттуриға чиққан Муһәммәд Имин Буғраниң һәрикитидин чөчүп кетиши тәбиий иди.  Битәрәплик сиясити иҗра қиливатқан Афғанистан һөкүмитиму бу һәқтә әндишилик иди.  Нәтиҗидә Муһәммәд Имин Буғра бир йил давам қилған чегридики актип һәрикәтлирини тохтитип Афғанистанға чекинишкә мәҗбур болиду вә  1942- йилиға қәдәр Кабул шәһиридә сияси меһман сүпитидә яшашқа мәҗбур болиду.  Муһәммәд Имин Буғра бу пурсәттин пайдилинип Шәрқи Түркистан тарихи һәққидә илми тәтқиқат ишлирини елип бариду. Төт йиллиқ җапалиқ әмгәк нәтиҗисидә Шәрқи Түркистанниң әтраплиқ бир тарих китаби болған “Шәрқи Түркистан тарихи” намлиқ чоң һәҗимлик китабини йезип пүттүриду.

Муһәммәд Имин Буғраниң бу әсирини язғанлиқиға һазир йерим әсирдин көпрәк вақит болған болсиму алди билән милләтчи хитай(гоминдаң),  кейин коммунист хитай (гуңчәндаң) өзиниң мустәмликичи һакимийити үчүн бу әсәрни әң чоң хәвп дәп тонуп кәлмәктә.  Болупму Шәрқи Түркистандики миллий ойғиниш һәрикити ялқунланғансири уларниң бу әндишилири техиму күчәймәктә.

Муһәммәд Имин Буғра Шәрқи Түркистан милли азадлиқ инқилабиниң мәғлуп болушидики сәвәбләрдин бирси, инқилаб қошунида заманиви билимгә игә кишиләрниң йоқ дегүдәк аз икәнликини тонуп йәткәнликтин, муһаҗирәттики Шәрқи Түркистанлиқ яшлардин бир қанчисини Афғанистанға елип келип, пәнний мәктәпләрдә оқутиду вә булардин бәзилирини Түркийигә әвәтип һәрби мәктәпләрдә оқутиду.

Муһәммәд Имин Буғра Афғанистанда туриватқан вақитта (1940- йили) Ийса Йүсүп Алиптекин милләтчи хитай мусулманлири достлуқ һәйитиниң башлиқи болуп Афғанистанға келиду . Муһәммәд Имин Буғра бу пурсәттин пайдилинип хитай һөкүмити билән алақә қилиш йоллири һәққидә Ийса Йүсүп Алиптекин билән узун музакириләр елип берип, бир пикиргә келишиду.  Муһәммәд Имин Буғра, хатирисидә бу музакирини мундақ дәп язиду:

— “Ийса бәгдин җяң чейиши (1887- 1975) қатарлиқ хитайниң муһим рәһбәрлиригә хәт йезип әвәттим.  Бир мәзгилдин кейин хитай һөкүмитидин мениң һиндистанға келип хитай- түркистан ортақ мәнпәәтлири үчүн хизмәт қилишимға қошулидиғанлиқини билдүрүп җавап хәт кәлди…”.

Муһәммәд Имин Буғра 1942 — йили һиндистанниң Пешавар шәһиригә келиду.  Бу қетим Калкуттидики хитай әлчиси хитай мәркизи һөкүмитиниң Муһәммәд Имин Буғраниң һиндистанда турушиға қошулмайдиғанлиқини вә чапсанрақ хитайға кетишини тәләп қилиду.  Муһәммәд Имин Буғра хитайға беришни рәт қилиду.  Нәтиҗидә  1942-  йили 5- айниң 30- күни (дүшәнбә) саәт 15:00 тә һиндистандики инглиз даирилири Муһәммәд Имин Буғрани “хәтәрлик унсур” дәп қолға елип, Пешавар мәркизи түрмисигә қамайду.  У 1943 — йили 1- айниң 8- күни хитайға бериш шәрти билән қоюп берилиду.

Муһәммәд Имин Буғра, 1945- йилиға қәдәр чоң чиң (хитайниң уруш мәзгилидики пайтәхти) да туриду.  Бу мәзгилдә хитай истилачилириниң һөкүмранлири билән йүзму- йүз туруп, сиясий миллий инқилаб елип бариду. Сиясий вә иҗтимаий тәшкилатларда Шәрқи Түркистанниң милли азадлиқ давасини аңлитиду  . Муһәммәд Имин Буғра өзиниң келишидин илгири хитайға келип олтурақлашқан сәпташлири дохтур Мәсут Сабири Байқузи (1887- 1952),  Ийса Йүсүп Алиптекин (1901- 1995),  Қадир Әпәнди Самани вә Исмаил Әпәнди қатарлиқлар билән  “юртдашлар җәмийити” ни қуруп, сияси саһәдә бирликтә күрәш қилиду.  Хитай хәлқигә Шәрқи Түркистан мәсилисини тонуштуруш, һөкүмәт бешидики милләтчи хитай партийисиниң Шәрқи Түркистанға қарита йүргүзүватқан “чоң хитай милләтчилик” сияситини паш қилиш вә униңға бирликтә қарши турушни қолға кәлтүрүш үчүн хитай нәшрият, ахбарат органлирида, хитайчә чиқидиған гезит- журналларда мақалилар елан қилиду.  Бу мақалилар хитай хәлқи ичидә хелә тәсир қозғайду.

Қәләм күриши давамида әң күчлүк тәсир қозғиған мақалилиридин бирси 1944 — йили 10- айниң 12- күни, Чоңчиңда чиқидиған милләтчи хитай һөкүмитиниң орган гезити “дагуңбав” да елан қилинған “Шинҗаң әмәс Шәрқи Түркистан» вә «Шәрқи Түркистанлиқлар түрктур” дегән мавзулардики мақалилар иди.  Илмий бәс- муназирә шәклидә давам қилған бу мақалилар Муһәммәд Имин Буғраниң атақлиқ милләтчи хитай тарих алими лидуңпаңниң ”дагуңбав” гезитидә елан қилған Шәрқи Түркистанни хитайниң бир парчиси, дәп оттуриға қойған мақалисиға  рәддийә берип йезилған иди. Униң илмий асаста вә пүтүнләй хитай тарихи материяллирини пакит қилип, рәддийә бәргән бу мақалилири алдида лидуңпаң ”җавабсиз” қалиду вә өзиниң мәғлуп болғанлиқини етирап қилиду.  Буниңға охшаш илмий вә ашкарә муназириләр хитайниң даһийси Сунҗуңсән (1866- 1925) ниң оғли дохтур Сун башчилиқидики Шәрқи Түркистан давасиға һесдашлиқ қилидиған бир гуруппиниң мәйданға чиқишиға сәвәб болиду.  Хитайниң атақлиқ алимлиридин тарихшунас Җийәнбузән (әсли миллити уйғур), тилшунас Гомору вә Ма Җуңйиңлар Муһәммәд Имин Буғрани йоқлап келип тәбрикләйду вә һесдашлиқ қилиду.

Муһәммәд Имин Буғра, 1943 — йили хитайниң асаси қанун түзүп чиқиш қурултийиға сәпташлири билән бирликтә Шәрқи Түркистан мәсилисини өз ичигә алған бир тәклип лайиһисини суниду .  Бу тәклип лайиһисиниң муһим маддилирида “Шинҗаң” дегән сөзни  “Түркистан” дәп түзүтүлишини һәмдә Түркистан миллитиниң “Түрк”  икәнликини очуқ вә ениқ бир шәкилдә оттуриға қоюшини тәләп қилиду.

1945 — йили, хитайда ялғуз бир партийә һакимийәт бешида болған түзүмдики милләтчи хитайниң чоң қурултийида хитайниң башлиқи Шәрқи Түркистанға қарши қарар чиқармақчи болиду.  Бу вақитта мәҗлистики Шәрқи Түркистан вәкиллири буниңға наразилиқ билдүрүп мәҗлисни ташлап чиқип кетишни қарар қилиду.  Бу чағда Муһәммәд Имин Буғра қилчә иккиләнмәстин хитайниң башлиқи қатнашқан қурултайдин наразилиқ билдүрүп, чиқип кәткән.  Бу әһвал хитайниң қурултайлирида бурун көрүлүп бақмиған бир әһвал иди.  У, бу һадисә һәққидә хатирисидә мундақ дәп язған: “мәҗлис башланди.  мән мәҗлис рәиси олтурған сәһнә алдиға кәлдим.  йиғин залиға бир қарап чиқтим вә удул маңған петим залдин йиғинни ташлап чиқип кәттим.  пүтүн вәкилләр маңа һәйранлиқ билән қарап қелишти . бу бир наразилиқ намайишиға охшаш һәрикәт иди.  мәндәк ялғуз бир кишиниң мәҗлисни тәрк етишимгә башқилар анчә пәрваму қилмас иди . лекин, мән буни вәтиним үчүн бир шәрәп намайиши дәп билип, ақивәтниң немә болишиға һеч пәрва қилмастин бу һәрикәтни қилдим.”

Муһәммәд Имин Буғра 1945 — йилиниң ахирида Шәрқи Түркстанға келиду. Бу вақитта Шәрқи Түркистанда вәзийәт бәкму еғир иди .  Милләтчи хитай мәркизий һөкүмити Шәрқи Түркистан мәсилисидә пүтүнләй икки йүзлимичилик сиясәт йүргүзмәктә иди.  Ишлар еғизда бирхил, әмәлийәттә болса башқа бир хил иҗра қилинмақта иди .  Қилған вәдилириниң һәммиси қәғәз йүзидила қалған болуп, хитай һакимийити Шәрқи Түркистан хәлқини иккинчи синип пуқра қатарида төвән көрүп, һақарәтләп муамилә қилатти. Шәрқи Түркистанниң милли байлиқини очуқтин- очуқ булаң- талаң қилип хитайға тошумақта иди.

У хитайниң бу қилмишиға қарши паалийәт башлайду. буниң үчүн алди билән миллий ойғиниш, миллий сәвийини йүксәлдүрүшни асас қилған ақартиш паалийәтлирини елип бариду.  Хитайдин қайтип кәлгән сәпташлири Мәсуд Сабири вә Ийса Йүсүп Алиптекин билән бирликтә “алтай журнили” вә “әрк” күнлүк гезитидә мақалә елан қилип, милләтни ойғитиш паалийәтлирини техиму кәң қанат яйдуриду.  Бу паалийәтләр қисқа вақит ичидә мевә беришкә башлайду.  Бу вақитта Муһәммәд Имин Буғра “Шәрқи Түркистан милләтчи партийисини” ни қурушниң алдинқи басқучини тамамлайду.  Әмма рус әлчиси вә хитай һөкүмәт даирлири партийиниң қурулушиға қарши чиқиду.  Нәтиҗидә партийә рәсмий паалийәткә өтәлмәйду. Шуниңдин кейин хитайниң мәхпи сақчилири униң паалийәтлирини көзитишкә башлайду.  У Хотәнгә сайлам ишлирини көздин кәчүрүшкә барған вақтида, хитай сақчи идарисиниң уни өлтүрүветиш сүйиқәст пилани паш болуп қалиду.  Кирийәгә барғанда, хитай әскәрлири уни қарши елиш үчүн йиғилған хәлқ үстигә оқ чиқирип йәттә кишини шеһит қилиду.

Муһәммәд Имин Буғра, 1947 — йили қурулған аталмиш өлкилик һөкүмәтниң әзаси вә шәһәр қурулуш назирлиқиға тәйинлиниду.  шундақла “әрк” гезитиниң баш муһәррири вә уйғур уюшмиси илмий һәйәт рәиси қатарлиқ вәзипиләрдә болиду.  У бу вақитта Үрүмчи дарулфунуниң пәхри профессорлуқ унвани билән дәрс бериду вә бирқанчә илмий йиғинларда доклатлар суниду.  Универистит тарихида тунҗи қетим “атум енергийиси” үстидә илмий лексийә сөзләп, күчлүк тәсир қозғайду.

Муһәммәд Имин Буғра 1948 — йили 12- айниң 29- күни, өлкилик һөкүмәтниң муавин рәисликигә тәйинлиниду.  Үч әпәндиләр ичидә Муһәммәд Имин Буғраниң Шәрқи Түркистан җумһурийити билән болған мунасивити асасән нормал болған.

Бу йиллар милләтчи хитайниң җан талишиватқан ахирқи вақитлири иди.  Бу вақитта нәшриятлардики совет пәрәстләр, коммунист пәрәсләр, үч мәсләкчиләр, диний гуруһлар, тәрәпсиз мустәқиллиқ хаһишидикиләр дәп бөлүнгән һәр хил сиясий еқимдики  уйғурларниң қәләм күриши әвҗигә чиққан иди.

Бу вақитта коммунист хитай (гуңчәндаң) армийисиниң милләтчи хитай (гоминдаң) ниң қолидин шиәнни ишғал қилғанлиқ хәвири келиду  1949- йили 7- айда милләтчи хитай ғәрбий шимал милитаристи туңган Ма Бупаңни ғәрбий шималниң һәрбий- мәмурий әмәлдарлиқиға тәйинләйду.  Униң җийәни Ма Чиңшияң болса Үрүмчидә генерал иди.

Бу вақитта Ийса Йүсүп Алиптекин бир һәйәт билән Ләнҗуға берип намда Ма Бупаңниң йеңи мәнсипини тәбрикләш, әсли мәқсәт болса бу баһанә билән берип милләтчи хитайниң Шәрқи Түркистандики коммунист пәрәз баш қомандани тавсийүни әмәлдин қалдуруп, җийәни Ма Чиңшияңни униң орниға тәйинләшни, милләтчи хитай әскәрлириниң қолидики қоралларниң йеримини уйғурларға беришини, шундақ қилип коммунистларни Шәрқи Түркистанға кириштин тосушни тәләп қилмақчи болиду .  Үч әпәндиләрниң мәқсити; Әгәр милләтчи хитай тәйвәнгә чекингән тәқдирдиму, Шәрқи Түркистан коммунистларға әмәс, тәйвәндики милләтчи хитайға қарашлиқ мухтарийәт(аптоном район) болуп қалсикән дегән үмидлирини билдүрүп ярдәм соримақчи болиду.

Ма Бупаң үч әпәндиләрниң тәлипини аңлиғандин кейин иккилинип, милләтчи хитайниң мәркизигә телеграмма йоллап әһвални мәлум қилған. Кәлгән җавапта ениқ қилип: “һәрқандақ типтики мухтарийәт, аптономийә дегәнләргә йол қоюшқа болмайду” дәп җавап кәлгән .  Ийса Йүсүп Алиптекин 9 — айниң 3- күни Ләнҗудин үмидсиз қайтип кәлгән.

Бу вақитта Шәрқи Түркистандики Ма Чиңшияң қатарлиқ милләтчи хитайға садиқ генераллар исян көтүрмәкчи болған.  Улар Тавсийү, Бурһан Шәһиди (1894- 1989)  қатарлиқлардин тәркиб тапқан 70 кишилик бир өлүм тизимлики һазирлиған болуп, уларниң пилани бойичә, дәрһал мустәқиллиқ җакарлап, Муһәммәд Имин Буғрани рәис қилиш, һәрбий һоқуқни Ма Чиңшияң тутуш, дәрһал әскәр топлаш қатарлиқ ишларни музакирә қилишип, бу иш үчүн Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса Йүсүп Алиптекинләрни музакиригә чақирип, һөкүмәткә садиқ 150 миң кишилик қошунниң һазир икәнликини, йәнә уйғурлардин җиддий әскәр топлап қоралландурушни мәслиһәтләшкән. Қутубида бир һәрбий мәктәп қуруп, дәрһал бир нәччә йүз офитсер тәрбийләп, андин уйғурлардин бир дивизийә тәшкил қилмақчи болған.

Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса Йүсүп Алиптекинләр:  (биз урушқа қаршимиз, коммунистларни тосувалған тәқдирдиму, руслар үстимизгә ғулҗидики миллий армийини әвәтиду, уйғур қени төкүлиду.  биз буниңға чидап туралмаймиз.  нәтиҗиси көрүнүп турған бир урушқа қаршимиз (Ийса Йүсүп Алиптекин: “Әсир Шәрқи Түркистан үчүн») дегән. йәнә «милләтчи хитай 3 милйон кишилик әскири билән тосиялмиған коммунист хитайни 150 миң әскәр билән тосқили боламду, әң яхши чарә юртни тәрк етиш” дегән[4].

Милләтчи хитай қутубида алдирашлиқ билән бир һәрбий мәктәп ечип икки йүздәк оқуғучи йиғқан.  Әмма он күнгә бармай милли дивизийә қуруштин ваз кәчкән. Тавсийү : “Бу дөләт айрилип кәтмисун, ундин көрә өз миллитимизниң қолиға қалсун” дегән.

Һиҗрәт

Бу вәқәләрдин кейин милләтчи хитайға хизмәт қилған уйғурларниң сиясәтчилири, зиялийларниң көп қисми коммунист хитайға ишәнч қилалмиғачқа һиҗрәт қилиш тәйярлиқиға чүшкән.  Булар дәсләптә: Муһәммәд Имин Буғра, Ийса Йүсүп Алиптекин, Уйғур Адил, Абдуреһим Өткүр (‹1923- 1995› учтурпанда болуп, йолдин еливалидиған болған), Қурбан Қодай, Полат Қадири, Бай Әзизи, Чиңгизхан Дәмоллам (‹1906- 1952› Бүгүрдә болуп, йолдин еливалмақчи болған), Һаҗи Яқуп Анат  (1920- 2001) , Рәвәйдулла Һәмдулла, Емин Ваһиди, Абдуреһим Қилич, Саттар Булбул, Мухпул Чопан, Хевир Төмүр (1922- 1992), Һәмдул Қаван, Муһәммәдин Тохти, Нур Муһәммәд (туңган) қатарлиқ 53 киши болған . сәпәр запхозлуқиға Рәвәйдулла Һәмдулла бәлгиләнгән.   Мәсуд Сабири Байқузи болса:  “йешим 70 кә йеқинлашти, мән ғурбәтни көргәнмән, өлсәмму вәтинимдә өләй” дәп һиҗрәткә қошулмиған.

Буларниң ичидики Абдуреһим Қилич 40 яшлардики киши болуп, Чоңчиңда истихпарат (җасуслуқ) мәктипидә оқуған болуп, кейин уни японийигә мәхпий хизмәткә әвәткән .  Японийидин қайтип Манҗурийигә кәлгәндә японлар сизип қелип тутувалған.  Японлар уни пойиз билән баш штабиға елип кетиватқанда тиз пойизниң һаҗәтханисиниң пәнҗирисидин сәкрәп қечип кәткән, наһайити қарам, қорқумсиз киши иди.  Үрүмчидики вақтида тәрәпләрниң қәләм көрүши таза қизиған чағда коммунист пәрәзләрниң һуҗумиға чидап туралмиған Ийса Йүсүп Алиптекин Шәрқи Түркистан җумһурийитиниң қорғиниға айланған Үрүмчидики уйғур уюшмисиниң мәркизигә һуҗум қилиш үчүн Абдуреһим Қилични вәзипиләндүргән икән. ) Ийса Йүсүп Алиптекин: “Шәрқи Түркистан үчүн”  492 — бәт) Абдуреһим Қилич кәчтә ечилидиған йиғин вақтида бирла бурадири билән бу йәргә һуҗум қилип, оққа тутқан.  Уюшмидикиләр тамдин атлап қечип кәткән икән.  Йәнә бирси туңган Нурмуһәммәт болса, Сибирийидә русларниң қолида әсир чеғида, үч рус әскирини өлтүрүп, Шәрқи Түркистанға қечип кәлгән, Үрүмчидә полат- төмүр завутиниң мудири иди.

Буларға Ма Чиңшияң икки йүк аптомобили һәл қилип бәргән.  Йәнә 100 тал милтиқ, 10 миң тал оқ, икки данә пилимут, 500 тал қол бомбиси бәргән.  Булар 1949- йили 9- айниң 20- күни Үрүмчидин айрилған.

1949-  йили 9- айниң 26- күни Бурһан Шәһиди Мавзәйдуңға шәртсиз тәслим болидиғанлиқи тоғрилиқ телеграмма йоллиған.

Булар йолдин Чиңгизхан Дәмоллам билән Абдуреһим Өткүрни елип 9- айниң 30- күни Қәшқәргә йетип кәлгән.  бу чағда Қәшқәрдә “тинч һәқиқәткә қайтиш мурасими”  (қаршилиқ көрсәтмәй коммунист хитайға тәслим болуш мурасими) болуватқан икән.  Бу вақитта Қәшқәрниң валийси Өмәр Дәмолла йеңи валий Абдукеримхан Мәхсум (1870- 1955) ға вәзиписини өткүзүп бәргән.  Булар Қәшқәрдики Һиндистан әлчиханисида мәлум аваричилиқларға учриған.  Пули бар кишиләр бу йәрдә пуллирини Кәшмирдики империйә банкисиниң Қәшқәр шөбисигә аманәт қоюшқан.  Һиндистанға чиққанда у йәрдин еливалмақчи болған.  Пули йоқлар умумий тәминаттин бәһриман болған.

Карван йоллирини давам қилған.  Йолда буларға Үрүмчи әйнәк завутиниң мудири Султан һаҗи, өзбекләрдин Мунәввәр һаҗи, Абдуреһим Җушқун, Әртуғрул(Мәсуд Сабири Байқузиниң оғли) қошулған.

Улар Йәкәнгә кәлгәндә милләтчи хитай әскәрлиридин бирқанчә чедир алған.  Йәкәндики хитай әскәрлири Ма Чиңшияңдин бу һәқтә телеграмма алғини үчүн ярдәм беришкә һазир икән.  Улар 10- айниң 2- күни йолға чиқип, 3 — күни қурбан һейт намизини Қағилиқта  оқуған.  Булар Муһәммәд Реһимҗан исимлик бир атчидин 100 ат сетивалған .  Бу киши йол башлиғучи болған. 10- айниң 13- күни Көкярға келип бу узун һиҗрәт сәпири үчүн бирәрқур тәйярлиқ қилишқан   16- күни Йәкәнниң сақчи әмәлдари Бурһан Шәһидиниң, Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса Йүсүп Алиптекинләрниң муһим бир мәсилә үчүн Йәкәнгә келиши тәләп қилинған телеграммисини көтүрүп кәлгән.  Буниң бир тузақ икәнликини һәр ким пәрәз  қилалайтти.

Булар Көкярдин йолға чиқип Һиндистан чегрисиға йеқин, әң ахирқи йеза Пусаға кәлгәндә, буларниң арқисидин йолға чиққан вә һәр хил сәвәбтин арқида қалған 300 чә адәм атлиқ, ешәклик, төгилик болуп йетип кәлгән. Бәзиләр төгә үстигә мәһмилгә охшаш бирнемиләрни қилип, хутун, бала- чақилирини олтурғузувалған икән.  Бу қәдәр чувалчақ бир топ билән егизлики төт миң метир келидиған Қарақурум тағлирини қандақ ешиш һәқиқәтәнму әқил йәтмәс бир иш иди.  Карванларниң йоли тәдриҗи егизләп тағ чоққисиға қарап кетивататти.  Буларниң алдида шундақ бир тағлиқ дуня бардики, булутларға тақашқан бу сан- санақсиз тағлар дунясидин қандақ өтүшкә көз йәтмәйтти.  Бу вақитта улағлар маңалмай кичик балилардин башқилар улағлардин чүшүп қатарлишип пиядә маңиду.

Булар 10- айниң 22- күни ақ мәсчиттин йолға чиқип 23- күни халастан дәрясидин өтүватқанда, арқисидин Йеңисарниң һакими аилиси билән келип қошулиду.  Бу киши Шәрқи Түркистан җумһурийитиниң Әхмәтҗан Қасим (1914- 1949)  башлиқ вәкиллириниң айрупилан қазасиға учриғанлиқ хәвирини елип келиду.

Муһәммәд Имин Буғра бу хәвәрни аңлиғандин кейин:  “йигитләр, аттин чүшүп таһарәт елиңлар”- дәйду вә өзи имам болуп айрупилан қазасида вапат болғанларниң ғайиви җиназа намизини оқуйду.  Ийса Йүсүп Алиптекин вә аяллар, балилардин башқа һәммә киши намазға туриду.  Ғайиви җиназа намизидин кейин Муһәммәд Имин Буғра узақ дуа қилиду.

Намаздин кейин һаҗи Яқуп, Ийса Йүсүп Алиптекиндин буниң сәвәбини сорап қалиду:

— бая намазға турмидиңиз, буниң алаһидә бир сәвәби барму- я?

Ийса Йүсүп Алиптекин:

— “Әгәр Әхмәтҗан әһли җәннәт болидиған болса, мән дозахқа кетимән; әгәр у дозахқа кирсә мән җәннәткә киримән!” дәйду.

Бу гәпни аңлиған Муһәммәд Имин Буғра аччиқини тәстә бесип, Ийса Йүсүп Алиптекингә:  “Ким вә немичи болушидин қәтий нәзәр бир мәзгил биллә ишлидуқ, өктичиму болдуқ, ғайидашму болдуқ, немила болмисун уму мушу вәтәнниң пәрзәнти, уму мушу милләтниң ғемини йегән…  әмди биз мушу әһвалда турупму бир мусулман болуш сүпитидә униңға дуа қилидиған вәзипимиз барлиқини тонимисақ боламду” дегән.  Ийса Йүсүп Алиптекин ипадә билдүрмигән.

Карван йолини давам қилип 10- айниң 25- күни маймун кечикидин өтүп бир кечә  қонуп, әтиси сәпирини давамлаштуруп кәчтә “көк арт” дегән йәргә йетип келип дәм елиш үчүн чедирлирини тикиду.  Буларниң алдида әмди пәқәт 500 метир узақлиқтики әң көп дегәндә хитайниң 20 әскири беқиватқан Шәрқи Түркистан- Һиндистан чегрисидин өтүшла қалиду.

Бу йәрдә күнләрдин буян чедир қуруп ятқан бәш йүзгә йеқин йәрлик хәлқ алтә токток хитайниң тосувелиши билән чегридин өтәлмәй өз вәтинидә бир тийинлиқ қәдри болмай хитайдин инсап күтүп йетишқан иди .  Харланған бичарә хәлқ буларни көрүп, қайтидин үмидлинип бәкму хошал болиду.

Булар дәм елип турғанда хитайниң 2 нәпәр чегра қаравули әһвал уқушқили келиду.  Бу әскәрләр уйғур иди.  Бу вақитта Абдуреһим Қилич уларни тутуп әһвал игилимәкчи болиду.

Ийса Йүсүп Алиптекин буниңға қарши чиқип:

— Биз соқушқили кәлмидуқ, у учурниң немә керики бар? биз тинчлиқ билән чегридин өтүп кәтсәкла болди.  Биз уларға мушу нийитимизни һес қилдурушимиз лазим дәйду.

Ибраһим Қилич мәхсус тәрбийиләнгән разветчик болғачқа бәкла сәгәк иди. У, бу әскәрләрниң келишини адәттики мәсилә дәп қаримайду.  Шуңа у әтраптикиләргә, шунчә қорални мушундақ бир вәзийәтни көздә тутуп йүк қилип көтүрүп кәлгән идуқ, биз я чегридики хитайларни қириветип өтүп кетишимиз керәк яки болмиса уларни қоралсизландуруп өтүп кетишимиз керәк дегән пикирни оттуриға қойиду.   Көпчилик бу пикиргә қәтий қошулиду.  Шуниң билән Ибраһим Қилич йениға, Уйғур, Абдуреһим Өткүр, Нур Муһәммәд қатарлиқ от йүрәк бир қанчә яшларни елип Муһәммәд Имин Буғра билән Ийса Йүсүп Алиптекинниң чедириға келип мәқсәтлирини билдүриду.

Ийса Йүсүп Алиптекин, қәтий болмайду дәп сәкрәп кетиду.  У биз урушқа қарши адәмләрмиз, биз тинчлиқниң тәшәббусчилиримиз.  Урушниң немә керики… дәйду.  Булар Буғра әпәндимгә қарайду.  Муһәммәд Имин Буғра ипадә билдүрмәйду. ( Бәлким узун йиллиқ сәпдишини хапа қилип қоюшни халимиғанду)

Булар чедирдин чиқип маңғанда Муһәммәд Имин Буғра арқисидин чиқип, бүгүн бәрибир һеч иш болмайду, әтигичә тақәт қилиңлар дәйду.

Әтиси икки әскәр келип Буғра, Алиптекин әпәндиләр билән сөһбәтлишиду. Булар икки әскәр билән Бай Әзизи қатарлиқ бир һәйәтни әвәтиду.  Һәйәт қайтип келип; “Чегра қаравул башлиқи Сун Фугуй Муһәммәд Имин Буғра билән Ийса Йүсүп Алиптекинни чайға тәклип қилди.  Шундақла қораллиримизни тапшурувәтсәкла башқа рәсмийәтләрму йоқ икән, чегридин өтүвәрсәк болидикән” дәйду.  Бу вақитта Абдуреһим Қилич қатарлиқлар  қаттиқ ғәзәплинип: “Бир қаравулниң бир өлкә рәисиниң муавини вә баш катипи болған адәмни алдиға чақирғини қандақ әдәпсизликбу?”  дәп варқирап кетиду.  Ийса Йүсүп Алиптекин қейидиғандәк қилип етиға минип бир ярдәмчиси билән қаравулханиға кетиду.  Бу вақитта бир қисим кишиләрниң  топтин үмиди кесилиду.

Тарих тәкрарланмақта иди…

Бу вақитта қоралларни тапшурувелиш үчүн әскәрләр келиду.  Булар қоралларниң һәммиси мушу дәп йеримини тапшуруп бериду.  Кәчкә йеқин йәнә һелиқи уйғур әскәр келип Ийса Йүсүп Алиптекинниң хетини елип келиду.  хәт қисқила болуп:  “Силәр көсәйлириңларға чидимай мени өлсун дәмсиләр” дәп йезилған иди.  Шуниң билән Буғра әпәндимниң чирайи татирип кетиду…  барлиқ қораллар тапшуруп берилиду.

Әтиси қаравулханидин чүшкән әскәрләр йүкләрни тәкшүридиғанлиқини ейтиду.  У әскәрләр бирдинла өзгәргән болуп, буларни көзигә илипму қоймайду.  Ахтуруш җәрянида бәзи қиммәтлик әшяларни қилчә тәптартмастин өзиниң қиливалиду.  Ийса Йүсүп Алиптекин вә Муһәммәд Имин Буғраларниң йүклири ичидики дурбун, рәсим аппарати қатарлиқларниму еливалғанда Ийса әпәндиниң аяли хитайлар билән зокунлушуп, хитай тили билән:

— һәй тәрбийисиз !  — бу кимниң демәйсина!  — бу дегән Мишуҗаң Ийса әпәндиниң җума!  — дәп варқирайду.  Ххитай әскири пәрвайи пәләк һалда: “Мишуҗаң болса немә карим!  Бу тағниң арисида акаң қариғай мишуҗаң!” дәйду.  Муһәммәд Имин Буғра әпәндим билән Аминә ханим бу әһвални көргәндин кейин деми ичигә чүшүп, тохтап қалиду.

Һәммигә сүкүт қилиш керәк иди  400  гә йеқин уйғур пәқәт қурбан бериш роһиниң кәмликидинла мана мушундақ хорлуқларға чидап, көз яшлирини еқитип қарап турушатти …

Кәчтә бир хитай келип Муһәммәд Имин Буғрани чақириду…

Буғра әпәндим меңишқа тәмшәлгәндә, бу қетим уни һеч ким тосмайду…

Булар худди қушханида нөвәт күтүватқан қойларға охшап қалған иди.

(қаравулханидики хитайлар бу уйғурлар тоғрилиқ немә ойлаватқанду?)

Қаравул башлиқи хитай, Муһәммәд Имин Буғра билән Ийса Йүсүп Алиптекинни тутуп төт  әскири билән гумиға йоллайду.  Бу вақитта хитайниң Таң Җинрен дегән қомандани бирқанчә әскири билән йетишип келип Буғра вә Алиптекин әпәндиләр билән бирликтә һиндистанға чиқип кәтмәкчи болғанлиқини ейтиду.  Улар әһвални уққандин кейин, “вай кечикип қаптуқ” дейишип, икки әпәндиләрниң адәмлирини елип арқиға- Гумиға қарап йолға чиқиду.  Йолда қаравулханидики бир уйғур әскәр Буғра әпәндимниң аялиға, өзлириниң җәмий 16 әскәр икәнликини, буларниң алтисиниң уйғур икәнликини, хитайларниң қандақ қиларини билмәй қорқушуп аранла турушқанлиқини, Ийса Йүсүп Алиптекинниң бәкму саддилиқ қилғанлиқини ейтиду.  Абдуреһим Қилич қатарлиқлар бу гәптин пучулунуп кетиду.

Булар Гума наһийисиниң Санҗу дегән йеридә Муһәммәд Имин Буғра, Ийса Йүсүп Алиптекин әпәндиләр билән узақ айрилған қериндашлардәк йиғлишип көришиду.  Буларға  Гуминиң һәрбий әмәлдари икки әскәр билән бир парчә хәт әвәткән болуп хәттә:

“һөрмәтлик муавин рәис Муһәммәд Имин Буғра, баш катип Ийса әпәнди, дәп башлап,- маңа Қәшқәрдики генерал Җавшигүвән сизләрни тутуш тоғрисида буйруқ бәргәчкә вәзипәмни ада қилған идим.  Силәрни тутуп келиш буйруқини Үрүмчидики коммунист әскәрләрниң бесими билән чиқарған икән.  Мән һазир генерал Тавсийүниң, әгәр булар чегрида болса өткүзүветиш, қайтуруп келингән болса, таки чегридин өткичә узутуп қоюш тоғрилиқ телеграммисини тапшурувалдим…”  дәп йезилған икән.

Бу вәқәләрдин кейин бир қисим кишиләр қаттиқ хорлуқ һес қилип, “немә болсақ вәтинимиздә болайли” дейишип һиҗрәт қилиштин ваз кечиду.  Булар: Сәлчуқ Сулайман, Қурбан Қодай, Абдиреһим Қилич, Һәмдул Қаван, Хевир Төмүр, Муһәммәд Имин Мустапа, Йүсүп Наҗиди, Муһәммәдин Тохти, Пәтһидин Мәхсум, Абдуллаһ Наман, Абдул Әзиз Чиңгизхан, Абдуреһим Өткүр, Бай Әзизи, Уйғур Адил, Һаҗи Яқуп, Рәһим қатарлиқ кишиләр иди.

Шундақ қилип Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса Йүсүп Алиптекин башчилиқидики һиҗрәт  карвинии Үрүмчидин 9- айниң 20- күни йолға чиқип нурғун қийинчилиқ, еғир хурлуқ, дишварчилиқларни бешидин өткүзүп, айлап маңған қорқунчлуқ тағ йоллиридин йенип чүшүп, 11- айниң 12- күни тәкрар йолға чиқип, айлар сүргән ашу қорқунчлуқ йолларни тәкрарлап, чегридин өтүп үч айдин кейин, 1949- йили 12- айниң 20- күни һиндистан игидарчилиқидики Кәшмирниң Ладақ дегән йеригә йетип келиду.

Муһәммәд Имин Буғра Шәрқи Түркистан чегрисидин өткәндин кейин, Шәрқи Түркистанға қарап, йиғлап туруп: “Биз вәтән үчүн вәтәндин айрилдуқ” дегән.

Шундақ қилип Муһәммәд Имин Буғраниң иккинчи қетимлиқ муһаҗирәт һаяти башлиниду.

Муһаҗирәттә

Бу вақитта коммунист хитайниң дәһшитидин вәтәнни вә бар- йоқ һәммә нәрсисини ташлап чиқип кетишкә мәҗбур болған миңларчә Шәрқи Түркистанлиқ кәшмиргә йиғилған иди.  Булар үчүн дәрһал бир инсаний ярдәм, йәни, йемәк- ичмәк вә башлирини қоюп яталиғидәк бир макан тепиш керәк иди.  Ғәрбий тибәттә йәнә, йүзләрчә киши(асаслиқ қазақлар) пана тиләп, чегридин өтүш үчүн топланған иди. Улар арқидин қоғлап келиватқан хитай әскәрлири вә чигрини тосуп туруватқан һиндистан чегра қисимлири оттурисида қисилип қалған иди.  Мана буларни дәрһал һәл қилиш үчүн чарә тепиш муһаҗирлар үчүн һаят- маматлиқ бир мәсилә иди. Муһәммәд Имин Буғра әһвалға күрә, бәзидә “Шәрқи Түркистан милләтчи партийиси башлиқи” ,  бәзидә “Сабиқ Шәрқи Түркистан умумий вали муавини” вә бәзидә “Пана тиләп чиққан юртдашлириниң вәкили” сүпитидә Кәшмир һөкүмәт әрбаблири, һиндистан һөкүмити вә ташқи ишлар министирлики билән алақә бағлап, музакирә елип бариду.  Америка, Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати вә Түркийә һөкүмитигә мураҗиәт қилиду.  Муһәммәд Имин Буғраниң Ийса Йүсүп Алиптекин вә башқа сәпташлири билән бирликтә елип барған җапалиқ тиришчанлиқлири ахири нәтиҗә бериду вә Кәшмиргә топланған Шәрқи Түркистан муһаҗирлири вақитлиқ болсиму һиндистан һөкүмитиниң асанлиқ яритип беришигә еришиду.

Муһәммәд Имин Буғра Түркийә һөкүмитигә арқа- арқидин илтимас қилип, муһаҗирларни Түркийигә қобул қилишни тәләп қилиду 1952 — йили 3- айниң 13- күни Түркийә һөкүмити министирлар кабинети рәсми қарарнамә мақуллап 1850 нәпәр Шәрқи Түркистанлиқ сияси паналиқ тилигүчиләрни (булардин миңдин көпрәки қазақлар иди) рәсмий көчмән сүпитидә Түркийигә келип олтурақлишишни қобул қилиду.  Шундақла юқириқидәк 1949 вә  1952 — йиллири арисида Сәуди Әрәбистанға берип турған Шәрқи Түркистанлиқларниң иқамәт(қанунлуқ туруш рухсити) мәсилилириниму юқириқидәк тиришчанлиқлар билән һәл қилиду.

Муһәммәд Имин Буғра 1952 — йили Түркийигә келиду вә  1955 — йили Түркийә җумһурийити пуқралиқиға өтиду.  Бу, дуняда “соғуқ уруш” ниң таза әвҗигә чиққан дәври болуп, Түркийә болса “ғәрб дуня” уруш сепигә мәнсуп болған вә Курийә урушиға қатнашқан йиллар иди.  Муһәммәд Имин Буғра бу вәзийәттә Совет Русийиси вә коммунист хитайларға бирликтә қарши турушниң муһимлиқини тәшәббус қилиду вә Ғәрбий Түркистанлиқ Кафкасийә, Идил Орал вә Әзәрбәйҗанлиқ милли рәһбәрләр билән  «түрк- бирлики», «түрк ортақ фурунти«  ға охшаш тәшкилатларни қурушқа күч чиқириду .  У  1952 — йилидин башлап,  дуня ислам тәшкилатиниң Шәрқи Түркистан вәкили болиду.  Бу тәшкилатниң Мәккә, Бағдат, Карачи, Теһран вә Каһирә қатарлиқ йиғинлириға қатнишиду.

1953 —  йили Истанбулда, Түркчә “Түркистан” Türkistan исимлик айлиқ журнал чиқириду.  Шундақла Шәрқи Түркистан хәлқиниң вәтән давасини, күрәшлирини Түрк хәлқигә вә пүтүн дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һармай- талмай хизмәт қилиду  1956 — йили Түркчә вә Инглизчә тилларда “Түркистан авази” исимлик журнални чиқириду.  Әрәб вә Асия дөләтлиригә берип Шәрқи Түркистан давасини аңлитиду.  Униң ”Азадлиқ радиоси” вә “Америка авази” қатарлиқ радиолардин сөзлигән Түркчә, Әрәбчә вә Парсчә нутуқлири Оттура вә Йеқин Шәрқтә, Шәрқи Түркистанда вә пүтүн дуняда яңрашқа башлайду.

һиҗаз қурултийи

1954 — йили 9- айниң 1- күни Муһәммәд Имин Буғра билән Ийса Йүсүп Алиптекинләрниң риясәтчиликидә Сәуди Әрәбистанниң Җиддә шәһиридә тарихта тунҗи қетимлиқ қурултай болған “һиҗаз қурултийи” ни ачиду.

Қурултайда асаслиқ төвәндики мәсилиләр музакирә қилинған.

  1. a. Шәрқи Түркистанниң мустәқиллиқ давасини җанландуруш,
  2. b. Мустәқиллиқимизға еришиш үчүн қандақ хизмәтләрни қилишимиз лазим.
  3. c. Милләтчи хитай (гоминдаң) билән бирликтә хизмәт қилиш- қилмаслиқ,
  4. d. Милләтчи хитайдин иқтисади ярдәм елиш- алмаслиқ,

Бу қурултай  9 — айниң 1- күнидин 5- күнигичә, бәш күн давам қилиду.

Шундақ қилип қурултайға қатнашқучилар: Шәрқи Түркистанни коммунист хитай вә залим русларниң қолидин қутулдуруш үчүн тәшәббускарлиқ билән милләтчи хитайлар билән музакирә елип бериш арқилиқ милләтчи хитайға Шәрқи Түркистанниң мустәқиллиқини етирап қилдуруш, әгәр милләтчи хитай Шәрқи Түркистанниң тулуқ мустәқиллиқини етирап қилмиса, Шәрқи Түркистанниң мустәқиллиқ давасини “Бирләшкән Милләтләр Тәшкилати” (бирләшкән дөләтләр тәшкилати) ға сунуп, пүтүн дуняға аңлитиш арқилиқ милләтчи хитайни Шәрқи Түркистанниң мустәқиллиқини етирап қилишқа мәҗбурлаш үчүн Муһәммәд Имин Буғра билән Ийса Йүсүп Алиптекинни Шәрқи Түркистандики сәккиз милйон, муһаҗирәттики он миң уйғурға вакалитән уйғурларниң толуқ һоқуқлуқ вәкили қилип сайлап чиқиду. Вакаләтнамиға тәхминән икки йүз әллик киши имза атқан болуп, бу имзалардин 207 сини оқуғили болиду . Бу вакаләтнамә икки нусха йезилип, бир нусхиси Муһәммәд Имин Буғраға, йәнә бир нусхиси Ийса Йүсүп Алиптекингә тапшуруп берилиду.

Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса Йүсүп Алиптекинлар 1958 — йили дуня җамаәтчиликиниң вә болупму, ислам дунясиниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн пәвқуладдә күч сәрп қилиду.  Йәнә бир тәрәптин шу чағдики милләтчи хитайниң Түркийидә турушлуқ әлчисиниң Шәрқи Түркистан һәққидики ялған- явидақ баянлириға қарита рәддийә берип мақалиләр елан  қилиду.

1961 — йили Түркийә һөкүмити Муһәммәд Имин Буғраға Түркийә парламинтида министир болуш тоғрилиқ тәклип суниду.  Муһәммәд Имин Буғра Түркийә һөкүмитиниң қилған тәклипигә рәхмәт ейтиш билән биргә чирайлиқ рәт қилип:

— “Бу тәклип мени ғурурландурди, әмма әпсуслинарлиқ билән рәт қилишқа мәҗбурмән, чүнки Шәрқий Түркистан мәсилиси йәрлик сиясәткә қариғанда техиму муһим вә улуғ бир мәсилә” дегән.

У Түркийиниң әйни замандики рәһбәрлиридин ИсмәтИнөнү[5],  Аднан Мәндерес[6]  вә Җамал Йүксәл Паша  лар билән көрүшкән.  Бу үч исим Түркийидә бир- биригә охшимайдиған үч сиясий еқимни көрситиду.

Муһәммәд Имин Буғраниң пүтүн һаяти дин, милләт вә вәтән йолида җапа- мушәққәтлик, тилларға дастан болидиған кәскин күрәшләр билән толған.  У шәхсий һаятида мустәһкәм ирадә билән адди- садда яшиған.

Муһәммәд Имин Буғраниң Түркийидики һаяти наһайити җапалиқ вә йоқсуллуқ ичидә өткән.  Еғир- йеник һәрқандақ иш болса қилип, бир тийин, бир тийиндин иқтисад қилған пуллириға Шәрқи Түркистанниң әһвалини тонуштуруп язған язмиларни шәһәрниң чоң мәйданлирида, төт коча доқмушлири вә адәмләр көп өтидиған йолларға келип, өтүп кетиватқан кишиләргә тарқатқан.  Кәчтә йенип келидиған вақтида коча аптувузиға беләт алидиғанға пулиси йоқ, қәһритан соғуқта ач қурсақ, 8- 10 километир йолни пиядә меңип өйигә йетип барғичә сақал- бурутлирини муз тутуп кәткән. Ағрип йетип кәткәнлиридә давалинишқа пулиси йоқ, мәсчит җамаити йиғиш қилип апирип давалатқан[7].

әсәрлири

  1. “қасаиди вәтинийә” 1937- йили (Афғанистанда нәшр қилинған болиши мумкин)
  2. “Шәрқи Түркистан тарихи” биринчи нәшри Кәшмир, 1941 — йили. иккинчи нәшри “милли инқилаб қисми” Кәшмир, 1970 — йили. Толуқланған нәшри Әнқәрә, 1987 — йили.  Кирил һәрплири билән көчүрүлгән нәшри Алмута, 1991 — йили.  һазирқи заман уйғурчә нәшри Әнқәрә,  1998 — йили
  3. “Уйғурчә, Парсчә, Әрәбчә шеирлири топлими” Кабул, 1942 — йили.
  4. “қәләм күриши(уйғурчә) биринчи нәшри Үрүмчи, 1948 – йили, иккинчи нәшри Әнқәрә 1990 — йили.
  5. “вәтән қайғуси” — (тулуқланған шеирлар топлими) Әнқәрә,  1990 — йили.
  6. «Doğu Türkistan’in Tarihi, Coğrafi ve şimdiki Durumu»(Шәрқи Түркистанниң тарихи, җуғрапийиси вә һазирқи әһвали (түркчә  1952 — йили, Истанбул.
  7. «Türk Yürtlarında Arab- İslam Futuhatı» (Түрк юртлирида әрәб- ислам фәтиһлири) (түркчә) Истанбул 1954 — йили.
  8. «Doğu Türkistan’ın Hürriyet davası ve çin siyaseti» ( Шәрқи Түркистанниң

мустәқиллиқ даваси вә хитай сиясити) (Түркчә) 1954 — йили, Истанбул.

  1. «Doğu Türkistan kızıl muhtariyeti Red Eder»(Шәрқи Түркистан коммунист аптоном районини рәт қилиду ((түркчә) Әнқәрә, 1955 — йили.
  2. «Taşkent Konferansı’nın İç Yüzü ve kominist memleketlerdeki Yazarların

durumu» (Ташкәнт йиғининиң ички йүзи вә коммунист дөләтләрдики язғучиларниң әһвали   ( (Түркчә вә инглизчә) Әнқәрә,  1959 — йили.

  1. «Tibet ve Doğu Türkistan Hakkında Bilinmeyen Siyasi Konular» (Тибәт

“шизаң” вә Шәрқи Түркистан һәққидә билинмигән сияси әһваллар) (Түркчә) 1959 — йили

  1. «Dehli Konferans‎ ve Tibet»(Деһли йиғини вә Тибәт) (түркчә вә инглизчә) Әнқәрә, 1960 — йили.
  2. «Doğu Türkistanda Radioaktif Serpıntimı ya kızıl komplomu?» (Шәрқи Түркистанда “атум бомбиси синиқи елип бершму” яки хитай коммунистлириниң Шәрқи Түркистан хәлқигә зиянкәшлик қилиш үчүн бирлишип пиланлиған сүйиқәстиму?) ( түркчә) Әнқәрә, 1961- йил.
  3. «Şarki Türkistan ve Hürriyet Savaşları» (Шәрқи Түркистан вә мустәқиллиқ үчүн елип берилған урушлар) (түркчә) Әнқәрә,  1962 — йили.
  4. “Муһәммәд Әмин Буғра әсәрлири” ( талланмилар), (уйғурчә) бу китаб Муһәммәд Имин Буғра вапатиниң  50 — йиллиқини хатирләш мунасивити билән 2015 — йили 6- айниң 14- күни Абдуҗелил Туран әпәнди тәрипидин тәйярлинип, Тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин Истанбулда нәшр қилинди.

Муһәммәд Имин Буғра әйни заманда бир опера язғучисидур.  Униң  “Қутлуқ түркан операси”» Kutluk-Türkan Operasi исимлик сәһнә әсири, 1984 — йили нәшир қилинған болуп, бу әсәр униң әдәбияттики талантини оттуриға қойған муһим әсәрләрдин бирси болуп һесаблиниду.  Бу тарихи опера 7 пәрдә 17  көрүнүшлүк болуп,  8 —  әсирдә қурулған уйғур дөлити хақани Юлуғ хақанниң оғли Қутлуқ Текин билән Куча хақаниниң хақани Күн ханниң қизи Түркан Теримниң муһәббити вә буниң билән бирликтә уйғур дөлитидә оттуриға чиққан қалаймиқанчилиқлар әкис әттүрүлгән.

Тәрҗимә әсәрлири

“Тарихи Рәшидий”:  микро филимгә елинған оргинал қол язмиси, Парсчә нусхиси вә биринчи томиниң Түркийә түркчисигә тәрҗимиси.  Бу материялларниң бир фото копийиси Буғра аилиси тәрипидин һаҗи Нурһаҗи[8] арқилиқ хитай тарих пәнлири академийисигә берилгән.

нәшир қилинишни күтүп турған әсәрлири

  1. “Шәрқи Түркистан тарихи” 2- том (оргинал вәсиқиләр вә изаһатлар қисми )
  2. “Хәлқара тәшкилатларға, һөкүмәтләргә йоллиған мухтира”(меморандум) лар вә мәктуплири,
  3. “Хәлқара йиғинларда сөзләнгән нутуқлар”,

4.”Гезитчи вә журналистларға бәргән баянатлири”,

  1. “Дөләт әрбаблири вә алимлар билән йезишқан хәтлири”,
  2. “Нот ( шәхси қисқа хатирә) лири вә мәктуплири”,

7.”Буғра әлбомлиридин талланмилар” (фото сүрәтләр).

Униң уйғурчә, түркчә әрәбчә, парсчә мәтбуатларда елан қилинған вә елан қилинмиған 1400 мисраға йеқин шеирлири бар болуп, униң Памир тағлиридики сәпири җәрянидики җапалиқ кәчүрмишлирини баян қилған епик дастани,”Шуңқарим” намлиқ шеири, “Вәтән бизниңдур” қатарлиқ шеирлири униң ички роһий дунясини ечип бәрсә, “ойған милләт”, “силкин”, “топлан” қатарлиқ шеирлири милләтни азадлиқ вә әркинлик үчүн күрәшкә чақириду. Булардин башқа униң 4000 парчидин артуқ мәктуб вә мақалилири архипларда сақланмақта икән.

Юрт вә Милләт

Әқли бар болған өз юртини җан үстидә,

Тәҗрүбә әһли тутар миллитини җанан үстидә.

Юртуни сөйгән яшар иззәт иман үстидә,

Миллитини сөймигән өлгәй пишман үстидә.

Шәрқи Түркистан инқилабиниң атақлиқ рәһбәрлиридин бири, Хотән иқилабниң баш қомандани, дини алим, йеқинқи заман Шәрқи Түркистан тарихидики 3 әпәнди дәп тонулған әпәндиләрниң иккинчиси, мәрһум Муһәммәд Имин Буғра 1965 —  йили 6- айниң 14- күни 64 йешида Әнқәрәдики өйидә һәсирәт ичидә вапат болиду.

Мәрһумниң җиназисиға Шәрқи Түркистан һәм Түркийиниң байриқини юпуқ қилип йепип, Түркийиниң рәсми дөләт мурасими билән намизи оқулуп Әнқәрәниң Җебеҗидики әсри заратлиқи  Cebeci Asri Mezarlığıға дәпнә қилиниду.

пайдиланған мәнбәләр

. “Шәрқи Түркистан тарихи”  Муһәммәд Имин Буғра. 1998- йили, Әнқәрә

. “Ниҗат йоли”  95 – бәт . Муһәммәт Қасим Дамоллам Һәсрәти, Тәклимакан уйғур нәшрияти,  2000  —  йил 6 — ай Истанбул- Түркийә

.”ASYADA BEŞ TÜRK” ADİL HİKMET BEY. өтүкән нәшрияти. түркчә 4- нәшри 337 — 338- бәтләр

http://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/muhammad-emin-bughra-12252011205026.html

http://turkistantimes.com/uy/news-166.html

http://www.akademiktarih.com/biyoiler-makaleler-51/787-mehmet-em-bua-ve-onun-k-ylk.html

http://docplayer.biz.tr/10134187-Tarihte-duzenlenen-ilk-dogu-turkistan-kurultayi-hicaz-kurultayi-1-5-eylul-1954.html

http://www.rfa.org/uyghur/xewerler/medeniyet-tarix/altay-neshiriyati-02012016225120.html

[1]  بەزى مەنبەلەردە 1932- يىلى 2- ئاينىڭ 20- كۈنى دەپ يېزىلغان.

[2]  بەلكىم يۈز مىڭ سەر بولۇشى مۇمكىن. مۇشۇنداق بولغاندا، ئەڭ ئاز 2 توننا 736 كىلو كۈمۈش بولىدۇ.

[3]  بۇغرانىڭ يېقىن سەپداشلىرىدىن شىرئەلىخان ھاجىم، مەتقاسىم ھاجىم دەموللام ۋە غپپار ھاجىملارنىڭ سۆزلەپ بېرىشىچە، ئافغان قەبىلىلىرى بىلەن بولغان بۇ كېلىشىم مىللىتى ئافغان بولغان يەكەنلىك قۇربانىللاھ دېگەن كىشى ئارقىلىق ئېلىپ بېرىلغان بولۇپ، كېلىشىمدە قوراللاردىن باشقا قوراللىق 1000 كىشىلىك ئاتلىق بىر ئەتىرەت بىلەن ياردەم بېرىشنى ئۆز ئىچىگە ئالىدىكەن.

[4]  «Doğu Türkistan Davası» (ئىيسا يۈسۈپ ئالىپتېكىن. 1992- يىل نەشرى) نىڭ 209- 210-

بەتلىرىدە بولسا سەل يۇمشاقراق سۆزلەر ئىشلىتىلگەن.

[5]  İsmet İnönü (1884- 1973) جۇمھۇرىيەت خەلق پارتىيىسىدىن. تۈركىيە جۇمھۇرىيىتىنىڭ تۇنجى باش مىنىستىرى، مۇستاپا كامالدىن كېيىنكى 2- جۇمھۇر باشلىقى.

[6]   Adnan Menderes (1899- 1961). دېمۇكرات پارتىيىسىدىن. 1950- 60- يىلى ئارىسىدا تۈركىيە جۇمھۇرىيىتىنىڭ باش مىنىستىرى بولغان. سىياسىي ئۆزگىرىش قوزغىغان ئەسكەرلەر تەرىپىدىن 1961- يىلى 9-

ئاينىڭ 17- كۈنى ئۆلۈمگە ھۆكۈم قىلىنىپ، دارغا ئېسىپ شېھىت قىلىنغان.

[7]  بۇ ئەھۋاللارنى ئىيسا يۈسۈپ ئالپتېكىننىڭ ئوغلى ئارسلان ئېلىپتېكىن (1941- 2011) ئېيتىپ بەرگەن.

[8]  ھاجى نۇر ھاجى (1929- 2001). تونۇلغان تارىخ تەتقىقاتچىسى. ئۇنىڭ «قاراخانىيلارنىڭ قىسقىچە

تارىخى»، «قەدىمكى ئۇيغۇرلار ۋە قاراخانىيلار» قاتارلىق بىر قانچە ئەسەرلىرى بار.