“Шәрқий Түркистан Инқилабчил Яшлар Тәшкилати”
1940-йиллардики “Шәрқий Түркистан Инқилабчил Яшлар Тәшкилати” Мусаписи
Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати мәркизи комитетиниң 1947-йилидики Қорғаста ечилған йиғин хатириси.
20-Әсирниң биринчи йеримидики уйғур қатарлиқ милләтләрниң миллий азадлиқ инқилаби мәзгилидә яшлар җәңгиварлиқ роһини җари қилдуруп, миллий азадлиқ күрәшниң алдинқи сепидә туруп, инқилаб ғәлибисини қолға кәлтүрүшкә зор һәссә қошқан еди. Яшлар мәйли, 1931-1937-йиллири арисидики миллий азадлиқ күрәшлири, җүмлидин биринчи Шәрқий Түркистан Җумһурийитини қуруш болсун вә яки 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ күрәшлири вә Шәрқий Түркистан Җумһурийитини қуруш болсун һәр қетимда өз күч-қуввитини көрсәтти.
Тарихий мәнбәләргә таянған уйғур, қазақ вә башқа милләт яшлири 1944-йили, 9-айдики Нилқа қозғилиңидин тартип, 1944-йили, 7-ноябир күнидики Ғулҗа қозғилиңи вә башқа барлиқ қораллиқ күрәшләргә актип қатнашқан һәмдә 12-ноябир Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң дунияға келишидики авангарт күчкә айланған еди. Шәрқий Түркистан Җумһурийити 1945-йили, 8-апрел күни өз мунтизим миллий армийәсини қурғандиму яшлар миллий армийә сепигә актип қатнишип, үч фронт бойичә елип берилған җәңләрдә өзлиридин нәччә һәссә көп мунтизим хитай гоминдаң армийәсини мәғлуп қилип, Или, Тарбағатай вә Алтай вилайәтлирини толуқ азад қилди. Яшлар арисидин Ризвангүл, Зихруллам Надиров вә башқа йүзлигән қәһриман оғул-қизлар мәйданға келип, өзлириниң батурлуқлири билән тарих бетигә пүтүлди.
Шәрқий Түркистан Җумһурийити һөкүмити қурулғандин башлап, инқилабни пүтүн уйғур дияри миқясида қанат яйдуруш, хәлиқниң толуқ азадлиқини қолға кәлтүрүштә яшларниң ролиниң наһайити зорлуқини тонуп йәткән болғачқа яшларни тәшкилләш, тәрбийәләш, уларни миллий азадлиқ инқилабиниң ғалибийитини капаләткә егә қилидиған авангарт күч қилиш үчүн мәхсус яшлар тәшкилати қурушни қарар қилған еди. Бу мәқсәт билән 1945-йили, 11-айниң 15-күни Ғулҗа шәһиридә инқилаби яшларниң биринчи қетимлиқ йиғини чақирилип, йиғинда Шәрқий Түркистан Җумһурийити һөкүмити рәиси Әлихан Төрә қатнишип нутуқ сөзлигән һәмдә яшлар тәшкилати қурушниң әһмийитини тәкитлигән. Йиғинда Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати қуруш қарар қилинғанлиқи елан қилинған шуниңдәк мурасимида бирдәк аваз бериш арқилиқ әйни вақиттики Шәрқий Түркистан Җумһурийити тәшвиқат ишлири мәсъули Абдукерим Аббасов рәис, Сәйдулла Сәйпуллайов муавин рәис болуп сайланған, тохти ибраһим баш катип болған. Шәрқий түркистан инқилабчил яшларниң тәшкилатиниң әң алий һоқуқлуқ оргини болған 11 кишилик мәркизи иҗраийә комитет тәсис қилинған.
Нәтиҗидә, 1945-йили, 11-айниң 15-күни пүтүн уйғур дияридики яшларниң бирдин сиясий тәшкилати болған “Азад Шәрқий Түркистан Җумһурийити инқилабчил яшлар тәшкилати” Ғулҗа шәһиридә дуняға кәлгән.
Бу тәшкилат қурулғандин тартип тартип, таки 1948-йили 8-айғичә мустәқил мәвҗут болуп турғичә болған үч йил җәриянида Шәрқий Түркистан Җумһурийити территорийәсидә Ашкара, Үрүмчи, Қәшқәр, Турпан, Ақсу, Қарашәһәр қатарлиқ вилайәтләр даирисидә болса мәхпий йосунда һәрикәт қилип, йеқинқи заман тарихида өчмәс тарихий из қалдурған еди.
Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилатиниң толуқ рәсмий нами таки 1946-йили, 7-айғичә “Пүтүн Шәрқий Түркистан Җумһурийити инқилабчил яшлар тәшкилати” дәп аталған. “Битим” дин кейин ”Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати” дәп қисқартилған.
1945-йили, 15-ноябир күнидики яшларниң мәзкур йиғини ахирида мәхсус қарарнамә елан қилинған болуп, қарарда “Пүтүн тиришчанлиқлиримиз билән рәисимиз бизгә тапшурған бизниң әң зор вәзипилиримизни орундаймиз.
1. Күрәш вәзиписини орундаш үчүн һөкүмәтниң тәстиқи билән Шәрқий Түркистан яшлирини иттипақлаштуруп вә тәшкилләп, Шәрқий Түркистан яшлар тәшкилати қуруп чиқимиз.
2. Бу тәшкилат инқиланчил яшлар тәшкилати
болуши керәк.
3. Инқилабий яшлар тәшкилати Шәрқий Түркистан
һөкүмитиниң биваситә күрәш қилидиған оргини болуши керәк” дәп көрситилгән.
Ғулҗида чақирилған йиғинда бәш баб, 54 маддилиқ “Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилатиниң вақитлиқ низамнамиси” бекитилгән.
Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати қурулуп узун өтмәй, Или, Тарбағатай вә Алтай вилайәтлиридә үч вилайәт дәриҗилик комитет, 20 дин артуқ наһийәдә наһийәлик комитетлирини қурғандин сирт йәнә миллий армийә тәркибидиму өз комитетини қуруп, кәң көләмдә әза қобул қилған. Бу тәшкилат йәнә гоминдаң һөкүмранлиқидики Қәшқәр, Ақсу, Үрүмчи, Қарашәһәр, Турпан қатарлиқ җайлардиму йәр асти паалийити елип берип, яшларни миллий азадлиқ күрәш қилишқа тәшкилләш елип барған еди.
Мәзкур тәшкилат қисқа вақит ичидила яшлар арисидики инавити юқири вә тәсири наһайити зор сиясий тәшкилатқа айланған. Әйни вақиттики Миллий Армийә җәңчиси һазир Қазақистанда яшаватқан 90 яшлиқ Нурмуһәммәд Садиқовниң ейтишичә, бу һәммә яшлар әза болушқа интилидиған сиясий тәшкилат еди.
Шәрқий Түркистан инқилабчил яшлар тәшкилати 1948-йили, 8-айда әмәлдин қалдурулуп, “Иттипақ” тәшкилати тәркибигә қошуветилгән.
Үмидвар.