Воскресенье, 22 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

МӘНИЛИК ӨМҮРНИҢ ӘҖРИ ӨЛМӘС

Дамолла Разиев

 

(1889-1952)

МӘНИЛИК ӨМҮРНИҢ ӘҖРИ ӨЛМӘС

XIX вә XX әсирләрниң башлирида уйғурлар дияри Шәрқий Түркистанда мәшһүр тарихчилар, мутәпәккүр мәрипәтчиләр, тилшунас, археолог, этнограф, сәнъәтшунаслар, хәлиқ қәхирманлири, әдәбиятшунас, сәнъәткаплар вә вәтәнпәрвәр хәлиқ даналири өткәнлиги тарихта мәлум. Улардин биз Билал Назим, Садир Палван, Ахунум Қарушаң, Илахун Көккөз, Иминҗан Бавдун, Ғени Батур, Абдулла Әпәнди, Ғоҗамбир Һаҗи Тейип Һаҗи Сабитов, Паша Ғоҗа, Абдулмутәлип хәлпәм, Насуһа, Дамолла вә башқиларни мәтбуатта бир аз йорутқан болсақму йәнә шуниңға охшаш нурғунлиған мөтивәр мәшһур кишилиримизниң һаят паалийитини йезип, тарихқа киргүзәлмидуқ. Әйнә шуларниң бири Дамолла Разиевтур.
Дамолла Разиевтәк билимдан пешқәдәм мәрипәтчи, вәтәнпәрвәр, өз хәлқини сөйүдмған күрәшчан диний затниң һаят паалийити һәққидә бизниң қолумизда язма мәнбә йоқ. Пәқәт «Шинҗаң тарих материаллири» мәҗмуәсиниң 20-25 санлирида у һәққидә бәзи сәһипиләр учрайду. Шуниңға қаримастин у «ХХ әсирдики мәшһүр уйғур кишилири қамусиға» киргүзүлиши керәк дәп ойлаймән.
Дамолла Разиевниң әсли исми Розахун дадисиниң исми Раззақ, бовисиниң исми Самсақ дәйду әвлатлириниң бири. У 1889 – жили Яркәнт шәһиридә (Қазақ елидики) һүнәрвән (моздуз) аилисидә туғулған. Кичигидин тартип интайин тиришчан, оқуш, билимгә коңүл қойидиған чевәр бала болған. Дәсләп ноғай дамоллидин билим алған, кейин, 1924 – 1925 жиллири башланғуч мәктәптә муәллим болуп ишлигән. Дамоллам һесап, җуғрапийә дәрислирини өтүштә уста болған. Оқуғучиларға җәдвәлни ядқа алдурушта өзи алаһидә уссул қолланғанлиғи үчүн уни маһир муәллим дәп атиған. Әрәп, парс тиллирини убдан билгән. Дамолла Разиев бир мәзгил Уйғур районидики Ават йезисида муәллим болуп ишлигәндә шаир Һезим Искәндәров Дамолламда оқуғанлиғини вә әдәбиятқа болған қизиқишида униңдин тәсирләнгәнлигини әсләйду.
Тилшунас Әхмәт Илиевниң тәкитлишичә, Дамолла Розиев 1920 – жиллири Яркәнтниң мәдәний маарипини көтириштә җапалиқ әмгәк қилған дәсләпки илғар мәрипәтчиләрдин екән. У хурапат вә җаһаләт қалдуқлириға от селиш, пәнний билим очақлирини қуруш тәрәпдари болған. Сәнъәт саасиға һәм көңүл бөлгән. Хәлиқниң мәнивий озуқ елишиға чариләр издигән. Шу жиллири у «Өгәй ана» намлиқ әсәрни сәһнигә елип чиқип, хәлиқ алқишиға егә болған. Дамолла Разиев өзидики билим сәвийәсигә қанаәт қилмасатин, билимини йәниму толуқлаш мәхситидә 1920 – жиллириниң иккинчи йеримида Ғулҗа тәвәсигә өтүп, мәхсус пәнний курсларда оқуған. Атақлиқ татар моллиси Кәшфул Әсрар (1858 — 1957) Дамоллидин диний тәлим алған. Шуниңдин кейин Яркәнткә қайтип берип, бир қанчә вақит ишлигән болсиму, амма у йәрдә шараит өзгирип, хәлиқ ичидә әнсизчилик пәйда болған. Көзгә көрүнгән билимлик вә бегуна адәмләрни тутқунға елиш, «Ату паҗиәлири» йүз бәргән бу ховуплуқ күнләр Дамолла Разиев һаятиғиму тәшвишлик елип кәлгән. Шуниң үчүн у туғулған жутидин бевақит айрилип 1928 – жилиниң ахирида аилиси билән Или дияриға өтүп кәткән.
Дамолла Разиев аилиси билән Ғулҗа шәһиригә келип Һәрәмбағ мәлисигә орунлашқандин кейин жут-җамаәт Дамоллиниң билимлик мәрипәтчи екәнлигини билип, униңға чоң һөрмәт билдурүп өз қойниға алиду. Униң шу мәлидә мәктәп бена қилиш тәшәббусини қоллап қувәтләйду. Дамолла Разиевниң шу вақиттики паалийити һәққидә пешқәдәм мәрипәтчи Нәсирдин Насирий: «…Бу чағларда(1930-жиллири. –Т.Қ.) Һәрәмбағдики Дамолла Разиев дегән кишиму мутәәсип күчләрниң қарилишиға қаримай, 20дин артуқ балини жиғип, бир пәнний мәктәп ачқан еди, Апрель өзгиришидин кейин бу мәктәп тәрәқий қилип, 300 дин артуқ оқуғучиси бар 10 синиплиқ мунтизим мәктәпкә айланған еди». «Шинҗаң тарих материаллири 25-сан».
Мән 1943 – 1944 -жиллири Һәрәмбағ мәктивидә муәллим болуп ишлигәндә, бу мәктәпниң кона муәллимлири Турсунмәһәммәт Мәңсур, Мәһәмәтҗан Һапиз, Османҗан Юнус вә башқилар Дамолла Разиевниң Һәрәмбағ мәктивини җанландурушта көрсәткән химәтлирини тилға елип: «Дамолла Разиев мудир вә муәллимла әмәс, шу еғир шараитта Вәтәнни, хәлиқни сөйгән чин инсан, вәтәнпәрвәр, җәмийәт әрбаби еди. Хурапатқа от ачқан тәрәққийпәрвәр зат еди», дәп тәриплигән. 1930-жиллири «Житимниң зари», «Мәктәп сөзләйду» намлиқ кичик әсәрләрни сәһнигә елип чиқип, хәлиқ алқишиға егә болған екән.
Дамолла Разиев Һәрәмбағ мәктивидә хизмәт қилип жүргән 1937 – 1938 –жиллири Или милләтләр гимназийәсигә тәклип қилинип, уйғурчә 2-синипларға тил-әдәбият вә математика пәнлиридин дәрис өткән. Шуниңдәк дәристин ташқири мәктәпниң иҗдимаий ишлириға арилишип санаий-нәписә өмәклирини қурушқа актив қатнашқан. Өз кәспигә тәләпчан адәм болған. Шу жиллири уйғур әдәбий тил имла қаидилири вә йезиғи тоғрисида «Или Шинҗаң гезитидә» Дамолла Разиев, Нәзәрхан ғоҗа Абдусемәтов вә Һүсәйинбәгләр муназирә вә талаш-тартишлардин кейин, нәтиҗидә уйғур йезиғини муқимлап, ейтилиши бойичә йезиш керәк дегән пикиргә келишкән. Униңдин башқа Нәзәрхан ғоҗа билән Дамолла Разиевлар өз ара шеирлар йезишип мушаирә қилишқан шу дәвирниң өзидә пешқәдәм җәмийәт әрбаби Һәбиб Юнич (миллити татар) Дамоллиниң вәтәнпәрвәр вә милләтпәрвәр роһи вә яшларни ойғитиштики паалийитигә жуқури баһа бәргән. У 1941 – 1942 –жиллири Ғулҗида маарип башлиғи болуп ишлигән.
1944-жили Ғулҗида Миллий-Азатлиқ қозғилаң көтирилгәндә Дамолла Разиев уни чоң хошаллиқ билән қарши алди. Инқилапниң дәсләпки күнлиридин тартип хәлиқ арисида тәшвиқ-тәрғип ишлиин елип барған. Хәлиқни ойғитишта өзи беваситә қатнашқан еди. 1944-жили 12 айдин башлап Шәрқий Түркистан җумһурийәт һөкүмити тәшвиқат бөлүмидә ишләп, 1945 жили шәһәр ичидики Байтуллада муәллимләр курсида дәрис өтиду.
Миллий инқилап дәвридә нәшир қилинған «Азат Шәрқий Түркстан», «Инқилавий Шәрқий Түркстан» гезитлири вә диний назаритиниң нәшир әпкари «Һаят муҗәллиси» журналиға мақалилар йезип, Миллий инқилапни пүткүл Шәрқий Түркстан бойичә қанат яйдурушниң муһимлиғи үчүн күрәш қилиштин башқа улуқ арман вә мәхсәт йоқ, дәп тәкитлигән. Дамолла Разиев 1945 жили 3 айниң бешида подполковник унванини елип Миллий Армияниң диний рәһбири болған еди.

1945 жили 7 айда Абдукерим Аббасов, Қасимҗан Қәмбирий вә Дамолла Разиевлар Ақсу шәһирини азат қилиш үчүн күрәш қилған еди. Һөкүмәт буйриғи билән улар Ақсу шәһиригә йетип келиши билән умумий хәлиқни сәпәрвәрликкә кәлтүрүштә Дамоллам чоң роль ойниған. У мусулманлар үчүн «Өлсәм шейит, қалсам ғази» дегән улуқварлиқниң, дүшмәнгә қарши ғазат қилишниң ислам пәрзәндиниң алий борчи екәнлигини чүшәндүрүп, җәңчиләрни ғазатқа қозғиған. Дамолла Разиевниң Ақсуға жүрүш сәпиридики алий җанап иши Миллий Армия тарихида алаһидә сәһипә болуп қалиду.
Дамолла Разиев көп қирлиқ истидат егиси болған билән тәң уйғур әдәбиятида өз намини қалдуруп кәтти. 1930 жилларниң иккинчи йеримида «Или Шинҗаң гезити» сәһипилиридә шеирлири елан қилинғанлиғи мәлум. Бәзи қолязма шеирлирида у «Ғерип» тәхәллусини һәм қолланған. Шундақ шеирлириниң бири «Шүкри қилай»:

Я әзизим, улуқ егәм, мениң тәңрим,
Қайси тилда немитиңгә шукри қилай.
Егиз тағлар, қариғайлар, гүл чимәнләр,
Җәннәт екән қайси тилда шүкри қилай.

Тағу –түздә пурап турған гүли рәйһан,
Нурлуқ рәңдә кийингәндур гүл-гүлистан,
Улар ичрә җәвлан қилур җимий инсан,
Бу әҗайип алимиңгә шүкри қилай.

Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Дамолла Разиев 1952 жили Ғулҗа шәһиридә аләмдин өтти. Инсаний хисләтлири билән өмрини мәналиқ өткәзгән бу инсан һәққидә Миллий инқилап рәһбәрлири Илихан Төрәм вә Әхмәтҗан Қасимийлар униң адимийлик сахавәтлик әҗри вә пәрзәнтлиригә қиммәтлик баһа бәргән. Сабиқ Шәрқий Түркстан җумһурийити Һөкүмитиниң мәсъул кативи Абдурауп Мәхсум уни мундақ тәрипләйду:
«Дамолла Разиев хәлқимизниң вәтәнпәрвәр мәрипәтчилиридин бири. У пүткүл өмрини уйғур хәлқиниң пән-маарипини тәрәққий қилдурушқа сәрип қилди. Шәрқий Түркстан Миллий Армиясиниң җәңчи-офицерлирини заманға лайиқ қилип тәрбийәләштә өзиниң илмий күчини айимиди. Биз Дамолла Разиевтәк мунәввәр пәрзәнтлиримиз билән пәхирлинишкә һәқлиқ». Өз хәлқиниң кәлгүси азатлиқ вә парлақ йолида күрәш қилған вәтәнпәрвәрләрниң нами хәлиқ жүригидә мәңгүгә қалғисидур.

© Турсун Қаһһарий
Өчмәс учқунлар. 74-78 бәтләр.