Воскресенье, 24 ноября, 2024
ТарихУйғуршунаслиқ

(Уйғур балиси)-Нәзәрғоҗа Абдусәмәт (1887-1952)

©   http://amraq.ucoz.ru/forum/13-3-1 

Нәзәр Ғожа Абдусәмәт йүксәк истедатқа игә алим, талантлиқ ша’ир болуш сүпити билән уйғур әдәбияти тарихида алаһидә орун игиләйду.
Нәзәр Хожиниң ата — аниси оқумушлуқ кишиләр болуп, Или вилайтиниң Җағистай йезисида яшиған. Нәзәр Ғожиниң дадиси Абдусәмәт 1864- йили көтүрүлгән чиң сулалиси һөкүмтигә қарши деһқанлар қозғилиңиға қатнашқан. 1871 — 1881- йиллири чаррусийә қошуни Или вилайтигә таҗавуз қилип кирип, Илини бесивалди. Һәм чаррусийә таҗавузчилириниң қаттиқ екиспилатсийси, һәм йәрлик фе’одал күчләрниң талант — тараж қилишиға учрап һалсизлан’ған Или дәря саһилидики уйғурлар Йәттә су тәвәсигә көчүшкә мәжбур болди. Әнә шу көчмәнләр ичидә Абдусәмәт а’илисиму бар иди.
Нәзәр Хожа 1887- йили һазирқи Қазақситан’ға қарашлиқ Ғалжат йезисида туғулған. А’илиси Нәзәр Хожиниң тәрбийсигә көңүл бөлгән. Абдусәмәт уни моллиларға берип оқутқан, тарихий вәқәләр, һикайиләрни сөзләп берип, уйғур тарихидин хәвәрдар қилған. Әсли юртиниң Или дәрия бойида икәнликини һекайә қилип берип, оғлиниң қәлбидә ана юртиға күчлүк муһәббәт туйғусини ойғатқан. Шуңа, Нәзәр Ғожа балилиқ дәвиридин тартипла Садир палван, Назугум һәққидики қошақларни ядливалғаниди. У мәктәпкә кип тиришип рус тилини пухта өзләштүрвалған. У Алмутадик зают мәктипидә бира йилға йеқина оқуғандина кейина, билит тәшналиқини техиму қандуруша үчүн татарстандики Қазан унверситетиға оқушқа барған, кейнирки милли мәдәнийет тәтқиқати саһәсидә көзгә көрүн’гән Радлов, Маловтәк алимлар билән хет алақись қилип, уйғур тарихи вә мәдәнийти һәққидә көплигән нәрсиләрни егилигән. Ялқунлуқ инқилабчи Абдулла Розибақиев билән чоңқур дослтуқ мунасивити орнатқан. Улар бир — бирини һөрмәтлигән, қоллап — қуввәтлигән.
1917- йили өктәбир инқилаби ғәлбә қилғандин кейин, Нәзәр Ғожа уйғур балиси йәттә су районида совет һакимйти бәрпа қилиш хизмәтлиригә актип қатнашқан. Йеңи мәдәнийәт бәрпа қилиш, совет һаким сайтам қоғдаш вә мустәһкәмләш җәһәтләрдики ижтима’й — сияси па’алийәтләрдә аван’гартлиқ рол ойниған. У Ленин йолиниң тәрғибатчиси болуп қалған. Шуңа, Абдулла Розибақиев: «Нәзәр Хожа Абдусәмәт» (уйғур балиси) хәлқиминецң ичидин чиққан пешқәдәм әдиб, демократ, шоралар һөкүмитигә дост, униң йолиға киргәнләрниң биринчисидур >> дегән.
Нәзәр Хожа 1923- йили кейинки бир мәзгиллик һаятини Ғалжат йезисидики колхозчилар ичидә әмгәк билән өткүзгән. Ғалжатлиқ Асим Қасимов мундақ язған: «1923-, 1930- йилларда Ғалжаттики сода коператипға йитәкчилик қилип, хәлиқ еһтияҗини қана’әтләндүрүшкә бивастә ғәмхорлуқ қилған, һәм деһқанларға үлгә көрстиш үчүн қолиға кәтмән елип, Ғалжат ғолидики сүйи оңай чиқидиған җайлардин әмәс, бәлки әң қийин, едир — қапталларни айландуруп өстәң тартип, мушәққәтлик ишқа баш болған. Һазирқи бу өстәңни — Нәзәр Хожа өстиңи, дәп атишиду. »
1928- йили Сталин «буржу’а милләтчилирини тазилаш» дәйдиған солчил сиясәтни йүргүзүп, зор түркүмдики татар вә уйғур зиялийлар вә коммунистларни тутқун қилған, бастурған. «Бу қисим пурсәтпәрәсләр Нәзәр Ғожиниң илгири татар зиялийлири билән йеқин мунасивәттә өткәнликини баһанә қилип, униму тартип чиқиришқа урун’ған. Униң (тәйяртаплар) намлиқ ш’ериғиму тәнқидләр йезилип, униңға тар мәз’һәпчи, тақабилчи, дегән вә башқа тамамән асассиз төһмәтләр чаплан’ған. Һәтта униң һаятиму тәһдиткә учириған. Ейтишларға қариғанда, шу чағда Абудлла Розибақиев униңға иниси Абдуғупур Розибақиев (солун) дин өзини чәткә елиш тоғрулуқ учур йәткүзгәникән. Дәрвәқә, у 1929- йили Или тәвәсигә көчүп кетип узун өтмәй, өзбәк вә уйғурлардин Абдулла Қадири (жулқунбай), Абдулла Розибақиев, Нур Исраил қатарлиқлар қаттиқ бастурулған ».
Нәзәр Хожа 1929 — йили күздә хотун — балилирини елип Или вилайтиниң Җағистай йезисиға маканлашқан. Бу йәрдиму «Ғалжат мәһәллиси» дегән бир мәһәллә болуп, униңда өктәбир инқилаби вә униңдин кейинки малиманчилиқларда көчүп кәткән ғалжатлиқлар, шундақла Нәзәр Ғожиниң уруқ — туғқан, тонуш — билишлири олтурақлашқан.
Жағистай ма’арип вә мәдәнийәттә бир қәдәр тәрәққий қилған йеза еди. Бу йәрдә 1900- йиллардила диний мәктәпләр бар болуп, пәнни дәрсләр қошумчә өтүләтти. 1910- йилидин кейин, Қазан унверситетини пүттүргән Мирза му’әллим, Мисридики әз’һәр дарилфонунини пүттүргән Насуһа дамоллам, Әйса дамолламлар мәсчит йениға пәнний вә диннй мәктәпләр қурғаниди. Нәзәр Ғожа бу йәрдә мунтизим бирпәнний мәктәпниң йоқлуқини нәзәрдә тутуп, мәрипәтпәрвәр затларниң қоллиши билән бир пәнний мәктәп селишни тәшәббус қилған. Нәтижидә 1933- йили «Бирлик» мәктипи селин’ған. Нәзәр Ғожа бу мәктәпкә иқтисадий җәһәттила ярдәм берип қалмай, йәнә Қазан шәһирдин дәрсликләрни алдуруп бәргән. Оқуғучилар бир хил мәктәп формиси кийип тәнтәрбийә ойнашни йолға қойған. 1934- йили бир клуб селинип, артистлар оюн қоюп, йеза хәлқиниң мәдәний турмушини җанландуруп, мәнивийитини бейитқан. Шу мәзгилләрдә, бу кулубта «Хияли тевип», «Нузугум», «Пәрһад — Шерин», «Намәрд бай» қатарлиқ сәһнә әсәрлири ойналған. Буларниң ичидики «Нузугум» билән «Намәрд бай» ни Нәзәр Ғожа йезип бәргән. У йәнә артистларға көплигән нахша текстлириниму йезип бәргән. У мәктәптики бир аммиви йиғилишта сән’әтниң роли үстидә тохтилип: «хәлқниң каллисини ечишта доридинму көрә сән’әт муһим» дегән мәшһур сөзни қилған. Үч вилайәт инқилаби мәзгилидә Нәзәр Ғожа язған ш’ер вә мақалилирини «Алға», «Иттипақ» қатарлиқ гезит- журналларға әвәтип, елан қилдурған. «Хуштирхан» намлиқ дастанни вә өз көзи билән көргән һәм аңлиғанлири асасида «Дилмок теғи бағиридики уйғур йезилири» намлиқ мақалисини йезип чиққан. 1948- йили вә 1949- йиллири үч вилайәт инқилабиниң рәһбири Әхмәтжан Қасими, Ғени батур қатарлиқлар Нәзәр Ғожини йоқлап чиқип, униң өйидә қонуп, сөһбәтләрдә болған. Әхмәтжан Қасими кишләрниң алдида Нәзәр Ғожини «устазим» дәп һөрмәтлигән. «1951- йили ша’ир Әлқәм Әхтәм, язғучи Манап Қәдирилар Җағистай йезисиға йәр ислаһат кадири болуп чиққанда, Нәзәр Ғожа билән көрүшкән һәм униң бир қисим қолязмилирини елип кәткән».
Нәзәр Ғожа һаятниң һәр хил қисмәтлирини баштин кәчүрүп, еғир зәрбиләргә учрап, яшан’ғанда кесәлчан болуп қалған. 1952- йили кәч күздә, кесили қозғилип дора үнүм бәрмәй вапат болған. << Өз заманисидики йеңилиқ тәрәпдарлириниң бири >>, << Мушу әсирниң башлирида миллитимизниң тәқдири үстидә әң көп ойланған вә азабланған зиялийлиримизниң бири >>, әл жама’әт ичидә һөрмәткә сазавәр бу мәрипәтчиниң мейти << Бирлик >> — һазирқи Җағистай йезилиқ мәркизий башлан » ғуч мәктәпниң арқисидики қәбирстанлиққа дәпнә қилин’ған.

Қәбриниң 1952 йилдики шәкли.

Қәбриниң бүгүнки көрүниши.

Амрақ