Среда, 2 апреля, 2025
ТарихУйғурлар

9 usy

Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсиниң баш министири Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири

 (9)

Муһәммәт Турсун Уйғур

(Давами)

Абдунийаз Камал әскәрлирини башлап Ақту наһийәсиниң Косрап йезиси әтрапиға келиду. Бир қанчә күндин кейин Совет разведка айропиланлири Абдунийаз Камал вә униң сәпдашлирини байқап қалиду. Улар шуниңдин кейин рота командири Йүсүпкә[1] уни тутуп келишни буйруйду. У атлиқ ротиси билән йолға чиқип, Косрап йезисидики бир җира ичидә чүшкүн қилған Абдунийаз Камални қоршавға алиду. Абдунийаз Камалниң һәмраһлири уларға қаршилиқ көрсәтмәкчи болғанда Абдунийаз уларни тосуп, рота командири Йүсүпкә:

— Әмди өзара қан төкүшмәйли, һелиму биздин нурғун қанлар биһудә ақти. Әгәр сиз бизгә қошулсиңиз, бу әзиз Вәтинимизниң мустәқиллиқини әслигә кәлтүрүш үчүн бирликтә күрәш қилайли, халиған әскириңиз биз билән биллә маңсун,- дәйду.

Йүсүп болса:

— Мән буйруқ бойичә чиқтим, мән силәрни тутуп Йәкән’гә қайтимән,- дәйду.

Униң җавабини аңлиған Абдунийаз Камал қаттиқ үмидсизлинип, һәсрәт билән:

— Тоғра, буйруқ бойичә чиқтиңиз, сиз бүгүн буйруқ бойичә мени тутуп берисиз, әтә башқа бирси буйруқ бойичә сизни тутуп бериду, биз қачанғичә бир-биримизни тутуп берәрмиз! Һәй бизни хараб қилған пәйлимиз, мана, елиң,- дәп қоралини рота командири Йүсүпкә тапшуруп бәргән. Улар Йәкән’гә елип берилғандин кейин Совет иттипақиниң бир айропилани уларни елип кәткән?… Бу 1937-йили 10-ай иди.

Шундақ қилип баш қомандан, генерал Абдунийаз Камал рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан Армийәсиниң 1933-йили 11-айниң 12-күни қурулған Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң мустәқиллиқини қоғдап қелиш уруши төт йилдин кейин, 1937-йили 10-айда дөләт армийәсиниң ахирқи баш қомандани Абдунийаз Камалниң йоқитилиши билән айағлашқан.

 

Қошумчә:

1937-йили 12-айниң 5-күни Совет иттипақиниң Шәрқий Түркистанға таҗавуз қилип бесип киргән әскәрлириниң қоманданлиридин рус нарин гуруппа әскәрлириниң қомандани Н. Норейко вә Совет НКВД баш чегра башқармисиниң башлиқи Н Кручиникин қатарлиқлар башлиқлириға телеграмма йоллап, урушта Шәрқий Түркистан Армийәсиниң 8000, туңган қошунидин 5612 әскирини өлтүргәнликини доклат қилған. Биз буниңдин Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсиниң ахирқи баш қомандани Абдунийаз Камал вә әскәрлириниң дөлитимизниң мустәқиллиқини қоғдап қелиш үчүн қанчилик дәриҗидә пидакарлиқ көрсәткәнликини һәм қанчилик дәриҗидә еғир бәдәл төлигәнликини биләләймиз.

 

2024-йили 11-ийул, Истанбул

 

— Түгиди —

 

Пайдиланған мәнбәләр:

* «100 Мәшһур уйғур», 2-қисим, Муһәммәт Турсун Әмәт Уйғур. Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017-йили Истанбул нәшри. 72, 73, 74, 75, 79, 83-бәтләр.

* «100 Мәшһур уйғур», 2-қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017-йили Истанбул нәшри. 159, 160, 161, 163-бәтләр.

* «Шинҗаң тарих материйаллири» (17). Абдуқадир һаҗи. Хәлқ нәшрийати. 1985 — йили 1 — ай — 1 — нәшри, 3 — ай 1 — бесилиши. 60, 61, 62, 63 — бәтләр.

* «Тәпсири зәриф» (7 том). Муһәммәд Зәриф Қариһаҗим. Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2018-йили Истанбул нәшри. 7 -, 8 — бәтләр.

* «100 Мәшһур уйғур», 2-қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017-йили Истанбул нәшри. 120, 121, 122, 123, 136 — бәтләр.

* «100 Мәшһур уйғур», 2 — қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017 — йили Истанбул нәшри. 23, 27, 32, 33 — бәтләр.

* «Шинҗаң йеқинқи заман тарихида өткән шәхсләр», Шерип Нийаз Хуштар. Хәлқ нәшрийати. 2003 — йил 1 — ай 1 — нәшри. 2012 — йил 4 — ай 5 — бесилиши. Сүрәтлик қисми вә 131 — бәт.

* «Сабиқ Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитиниң ташқи ишлар министири Қасимҗан Һаҗи тоғрисида» Өмәрҗан. (Әркин Асийа радийоси) 2011.01.03.

https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/qasimjan-haji-12312010163816.html

* «100 Мәшһур уйғур», 2 — қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017 — йили Истанбул нәшри. 23, 27, 31, 32, 169, 170 — бәтләр.

* «Шинҗаң йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләр», Шерип Хуштар. Хәлқ нәшрийати. 2000 — йил 9 — ай 1 — нәшри, 2014 — йили 4 — ай 6 — бесилиши. 312, 314, 316, 317, 333 — бәтләр.

* «100 Мәшһур уйғур», Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017 — йили Истанбул нәшри. 2 — Қисим, 60 — бәт.

* «Тарих бәтлирини варақлиғанда», иккинчи том иккинчи китаб. Ваң Шилуң. Милләтләр нәшрийати Бейҗиң. 2014 — йил — 1 — ай 1 — нәшри. 12, 34, 35 — бәтләр.

* «Шинҗаң йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләр», 2000 — йили 9 — ай 1 — нәшри. Сүрәтлик қисми вә 213, 214, 215, 216, 217, 218, 219 — бәтләр.

* «100 Мәшһур уйғур», 2 — қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017 — йили Истанбул нәшри. 186, 187, 188, 192, 193, 195 — бәтләр.

* «Шинҗаң йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләр», Шерип Хуштар. Хәлқ нәшрийати. 2000 — йил 9 — ай 1 — нәшри. 9, 10 — бәтләр.

* «Тарих сәһнисидә», 1 — том. Муһәммәт Имин Қурбани. Милләтләр нәшрийати Бейҗиң. 2014 — йили 1 — ай 1 — нәшри. 300, 306 — бәтләр.

* «Шинҗаң йеқинқи заман тарихида өткән шәхсләр», Шерип Нийаз Хуштар. Хәлқ нәшрийати. 2003 — йили 1 — ай 1 — нәшри. Сүрәтлик қисми вә 255, 256, 257, 258 — бәтләр.

* «100 Мәшһур уйғур», 2 — қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017 — йили 12 — ай Истанбул 1 — нәшри. 129 — бәт, изаһат қисми.

* «100 Мәшһур уйғур», 2 — қисим, Сутуқ Буғрахан нәшрийати. 2017 — йили Истанбул нәшри. 331, 332, 334, 335, 336, 337, 338, 339, 340, 341, 342, 343, 344, 345 — бәтләр.

________________________________________

[1] Рота командири Йүсүп: Шең Шисәй кейин өзигә хизмәт қилғанлардин рота командири Йүсүпниму Үрүмчидә қолға елип қаттиқ қийниған. У 1940-йили түрмидә өз гөшини өзи йәп өлгән. Бәзи мәнбәләрдә: руслар уни Абдунийаз Камални тутуп бәргәнлик төһписи үчүн бир тапанча билән мукапатлиған, кейин Хотәнни елиш урушиға селип, уруш ахирлашқандин кейин нәқ мәйданда етивәткән, дәп йезилған.