Понедельник, 30 декабря, 2024
Аммибаб

12 Муқам дәймән

«ОН ИККИ МУҚАМ ДӘЙМӘН»

(Абдуләзиз Һашимов)

Уйғурстан сәндә өстүм әң улуқ шәрәп билән,

Қанатлирим пәрваз қилди бир қанча тәрәп билән.

Амма сәндин  айриди шум пәләкниң тәқдири,

Шундин бери яшаймән Он икки муқам билән.

Абдуләзиз Һашимов

Һаятта өзини беғишлигидәк мәқсәт-нишани, арзу-армини йоқ адәм, һәқиқий адәм болмиса керәк. Чунки һәр бир инсан һаятта немигидур интилип ящайду, немиләрнидур қилишқа һәрикәт қилиду. Әгәр униң әкиси болидиған болса ундақ инсанлар һаятта өзиниң орнини тапалмайду вә өзидин кейин бу дунияда һеч нәрсә қалдуруп кетәлмәйду. Һәммә нәрсә адәмниң нийитигә бағлиқ болиду. Шунуң үчүн дана хәлқимиздә шундақ мақал бар: — «Путуңгә тикән кирсә һөйлаңдин көр». Яхши нийәт вә мәхсәтлик һәр бир киши өзигә хас гөзәл әхлаққа егә болиду вә у хәлқиниң бәхтидур. Әгәр нийити яман болидикән, у қанчилик йуксәк вә билимдан болмисун, өз миллитигә нисбитән башқа хәлиқләрдә яман тәсәввурлар қалдуриду. Барлиқ адәмләрдә яхшилиқ вә яманлиқ хусусийити вә аламити моҗут. Гөзәллик яки рәзиллик. Қайсини таллаш жүригигә, жүрүгидики җисмигә бағлиқ. Биз бүгүн ағзимизгә елип, сөзләп, мәдихлимәкчи болғанлиғимиз өз бәдинигә яхшилик билән гөзәлликни муҗәссәмләштургән инсанлар җумлисидин. Улар туғулиштин башлапла латапәт вә гөзәллик билән туғулған.

Гөзәл Ғулҗа шәһри. Өзиниң сәнъәткарлири, язғучилири вә шаирлири билән даң таратқан. Аһалиси сәнъәткар болмисиму, сәнъәтхумар, язғучи яки шаир болмисиму әдәбиятсөйәр инсанлардин. Бу йәрниң әҗайип мәнзирисини көргән адәм йәрдики җәннәт шу йәрдә болса керәк дәп ойлиши тәбиий һал. Әнә шундақ хушһава, тәбиити хушмәнзирә, көчилирида ериқларда сүлар шақирап еқип туридиған мошу шәһәрниң адәмлириму наһайити саддә, аддий вә һәмидин керәклиги бир-биригә меһрибан. Адәмләр милләтләргә аҗритилмайду, һәммә бир-бири билән инақ, әһил. 

Абдуләзиз билән яшлиқ чақлиримиз әнә шундақ тәрипкә егә болған Ғулҗа шәһридә, яшлиқниң шохлиқ дәвирлири өзгичила бир пәйизгә егә болуп, ата-анилиримизниң дәвридә һаят тәшвишлиридин жирақта ойун-күлкә билән өткәзгән едуқ. У балилиғидин тартип сәнъәткә меһир қойуп өсти. Абдуләзизниң дадиси Саттарахунака өзи тикиғучи болсиму амма сәнъәтхумар адәм еди. Саттарахунакиниң бувиси Хашим билән Мутәллип ака-ука болуп, Мутәллип уйғур хәлқиниң мәшһур пәрзәнти, күрәшчән шаир Лутпулла Мутәллипниң бувиси еди. Шундақла мәшһур муқамчи Рози тәмбирму Саттарахун акамларға туққан еди. Абдуләзизниң сәнъәткә болған меһир-муһәббити балилиғидин пәйда болғанлиғи шунуңдин болса керәк.

Абдуләзиз атақлиқ сәнъәткарлар рәһбәрлигидә уйғур нахша-сазлирини үгүнип, уларни турлук тәдбирләрдә иҗра қилип, тиңшиғучилар алқишлириға егә болалиди. Абдуләзиз шундақла өз заманисиниң мәшхур сәнъәткарлиридин Рози Тәмбир, Зикри Әлпәтта, Қурван Өмәр, Маһмут чаңчи, Абликим Абдулла, Ғиясиддин Барат вә башқилар билән биллә ансамблларда иштирак етип, чоң клубларда болуп туридиған концертларда қатнишип туратти. Яшлиқ жиллиримизда у өзиниң чирайлиқ авази, вә йеқимлик сазлири билән биз ағинилирини һаяҗанға селип қоятти. Шундақла өзара олтиришимизда миллий чалғулиримиздин башқа Европа сазлиридиму, болупму гармон чалғуси биләнму «танца» ойунлирмизни қизитип берәтти. Кейин һәр қайсимиз һәр хил кәсиплар бойичә Ғулҗидин илгири-кейин Үрүмчи шәһригә оқушқа кәттуқ.

Бир куни ағинилирим мени Үрүмчидики тиббий институтта болидиған кәчки бәзимға (танциға) тәклип қилип келишти. Мән у йәрдә Ғулҗидин кәлгән достлирим арисида Абдуләзизниму учритип қалдим. Бу мени һәйран қалдурди. Немишкә дегәндә биз һәммимиз Абдуләзизни сәнъәткар  болиду дәп ойлаттуқ, амма уни медицина институтидә көрушни әсла ойлимиған едим. Өзиниң туғма таланти билән бизни өзиниң сәнъити, нахша-сазлири билән мәптун қип кәлгән, мениңчә болса пүтүн өмүрини, әқил-идригини сәнъәткә беғишлайдиған Абдулазизниң медик болуши мениң үчүн чоң бир йеңилиқ болди. бираз һайран қалдурди. Шу вақитта бизниң сәнъәтка болған чушәнчимизниң йетишмәслигидин у доктор болишни ойлиған болса керәк дәп ойлидим. Шунуңға қаримай һәр бир институт вә җайларда уюштурилидиған кәчки бәзимләр Абдуләзизсиз өтмәтти. Кейин түрлүк сәвәпләр билән Үрүмчидики оқушни ташлап Ғулҗиға қайтип кәлдуқ. Бу йәрдә һаятниң күндин-күнгә еғирлишип бериватқанлиғи тупәйлидин, биз бирин-кетин  60 жиллардин башлап туғулуп өскән Ана жутимизни ташлап кетишкә мәҗбур болдуқ. Кимдур Қазақстанға, кимдур Қирғизстанға вә бәзилиримиз Өзбәкстанға көчуп чиқтуқ. Җумлидин, мән қериндашлирим билән Өзбәкстанға көчуп кәлдим. Кәлгинимниң дәстләпки күнлири еди. «Әскә жуга»да Уйғурстандин көчуп кәлгән  уйғурлар жиғилидиған йәрдә Абдуләзизни учритип қалдим. У мениң көзумгә худди бир периштидәкла көрүнүп кәтти. Бир-биримизгә тоймастин хелә вақитқичә сөһбәтлишип кәттуқ. Чунки мән Вәтәндин айрилип учратқан достлуримниң биринчиси еди. Вәтәнни, туғулған шәһримни әсләп, мусапирчилиқниң дәрт-әләмлирини тартип, раса қомсиған вақтим еди. Абдуләзиз мени Ташкәнттики әл-ағиниләрниң аһвалидин хәвәрдар қилди. Шу-шу болуп униң билән дайим арилишип журдуқ вә биллә Мәшрәп ойнидуқ. Мәшрипимизда сазәндиләрдин Әркин Юнус, Яқуп Аблиз, Зунун Сабирлар бар еди. Абдуләзиз болса мәшрәпниң рәсмий әзаси супитидә қатнишатти. Есимда қалғини, Әзиз акамниң өйидики бир мәшрәптә «гүлчай» ойнап һәр ким өзи билгән вә қилип берәләйдиған һөнәрлири билән көпчиликни хошал қилип, гүлчайни иккинчи кишигә тағдим қилиши керәк еди. Шу күни мән «Жүрәк» дегән бир шеиримни йезип, оқуп бәргән едим. Өз навитидә Абдуләзиз Зунунниң қолидики дутарни елип:

Җуруңлар достлар ойнайли,

Дәрия бойи бойлайли.

Белиқларға әриз етип

Худайимға жиғлайли.

Дәрияниң сүйи ташса,

Чоң Көрәни басмақчи.

Әқилсиз надан бәгләр,

Хаша билән тосимақчи.

Нахшини меяриға йәткузуп етип: — Мана мошу нахшилиримиз етилмай қеливатиду. Буму болса өзигә хас Или хәлқиниң сөйүмлүк нахшилиридин — дегәнди. Шу күндики мәшрәпниң җәрияни магнитафон лентисиға йезип елинған болуп, у Әзиз акамниң архивида сақлинип қалған болиши  керәк. Йәнә бир маңа тәсир қилған нәрсә Абдуләзиз өзиниң өйидики мәшрәпта оғли Әкрәмни чақирип уйғур нахша — сазлирини ижра қилдуруп бәрди. Мениң үчүн бу әһвал мени наһайити һаяҗанлантурди. Чүнки мениң тәсәввуримда пианинода пәқәт Европа күйлирини челишқа болиду, амма уйғурча куйләрни челиш мумкин әмәстәк билинәтти.

Достимиз Абдуләзиз шу вақитларда сәнъәтка өзини һәқиқий беғишлимақчи болуп Өзбәкстан дөләт консерваториясигә оқушқа кирди. Консерватория тарихида болғанму-болмиғанму билмәймән, амма бир вақиәниң гувачиси болдум. У бир дәвирда, бир вақитниң өзида икки хил факультетта, икки хил йөнилишта тәълим алди. Әнә шу вақитларда Абдуләзиз тез-тез телевизорларға чиқидиған, уйғур музика –нахшилири ва бүйүк уйғур Он икки муқами һәқидә бәхис журутидиған болуп қалди.  У пүтүн билимини, әқил-идригини сәнъәткә беғишлиди. Устазлириниң рәһбәрлигидә әмәлият билән нәзәрийәни бирләштургән һалда уйғурлар зич җайлашқан йәрләргә берип хәлиқ нахша-саз устилири билән учрашти вә изләнди. Униң бәхтигә 1967 жили Ташкәнттә телевидение ва радио қешида уйғур нахша-саз ансмбли қурулуп, ансамблға ишқа орунлашти. Йәнә униң бәхтигә Ташкәнткә Қазақстан, Қирғизстан вә Өзбәкстандики мәшһур муқамчилардин Нурмәһәммәт Насиров,  Мәттайир Һәсәнов, Ғопур Қадирхажиев, Султанмурат Рәзәмов, Қадир Рази Муһәмедов қатарлиқларниң җәлип қилиниши билән Он икки муқамни рәтләш вә симға елиш ишлири башлинип кәтти. Бу ишта Абдуләзиз паал иштирак етип, өзиниң барлиқ билимини ишқа салди. Уйғур муқамлирини уйғур хәлиқ дастанлири билән йеқин мунасивәтлигини,  һәр муқамниң муқамбеши, дастан нәғмә, мәшрәп нәғмә дәп атилидиған қисимлириниң барлиғини тәкитлиди. Муқамларни тикләш, хәлиқ дастанлирини жиғиш вә улар билән муқамларниң боған тарихий мунасивитини илмий асаста журутишниң лазимлиғини билдурди. Әнә шундақ наһайити мәшәққәтлик издинишләр арқилиқ Он икки муқам һәқидики өзиниң режиләштурған мәхситигә йетип, чоң һәҗимдики иҗадий ишлирини рояпқа чиқарди.

Аблиз Һашимов дәймиз,

Сеғиниш билән әсләймиз.

Сәнъәтниң дурданиси,

Муқамшунасимиз дәймиз.

Шу орунда бир нәрсини язмай илаҗим йоқ. 2004 жили Абдуләзизниң вапатидин кейин Өзбәкстан дөләт консерваториясида униң докторлуқ дисертацияси асасида йеңи нәширдин чиққан «Уйғур кәспий музика әнъәнилири» дегән китавиниң тәқдимати боливатқанда мәшһур өзбәк алимлири туруп у тоғрисида наһайити яхши гәпләрни ейтишти. Шуларниң ичидә сәнъәтшунаслиқ пәнлири доктори, Өзбәкстан дөләт консерваториясиниң профессори Тохтасин Ғафурбековниң гәплири маңа наһайити тәсир қилған еди. У җумлидин шундақ дегән еди:

  • Әбдуләзиз ака наһайити җапакәш инсан еди. У өз хәлқини, униң музика мирасини шунчилик сөйгән едики, қанчилик қийинчилиқлар, җапаларға қаримай өмүриниң ахириқича шу йолда илмий издинишләр елип барди. Мән Әбдуләзиз акини әмәлий ишлири бойича өзбәкләрдин йетишип чиққан мәшһур хапиз Юнус Рәҗәбийгә вә нәзәрий тәрәплиридин болса профессор Исхақ Рәҗәбовқа тәңләштургән болаттим.      

«Алдиңдин аққан суниң қәдри йоқ» — дегәндәк башқа хәлиқләр шунчилик һөрмәтләп, униң ишлиридин үнүмлик пайдилинип, үгүнип өз тәдқиқатлирида мәдхийиләп келиватқан бир алимимизни өзимиздин чиққан бир қисим қарақосақ һәсәтгойлар униң устидин иғва хәтлирини уюштуруп, у хәтләрни бирлириниң адреслириға йоллап, һәр хил төһмәтләрни чаплиған еди. Ундақ иғва хәтләр ялғуз Абдуләзизниң устидинла әмәс, бәлки шу вақитта Ташкәнттә яшаватқан көпкинә инсанлар устидинму йезилған еди. Улар уйғурлар ичидин чиққан зиялиләр, докторлар, оқутучилар, әдәбият — сәнъәтчиләр вә бәзи бир һунәр вә башқа кәсиптики яхши адәмләрниму өз ичигә алған еди.

Бу йәрдә һәммидинму бизниң ғәзивимизни қөзғиғини уйғур мәдәнийитиниң муһим бир тәркибий қисми болған меһнәткәш, курәшчан хәлқимизниң бүйүк иҗадийити, хәлқимиз параситиниң җәвһири,  дунияда башқа хәлиқләрдә кам учрайдиған қиммәтлик надир әсәр уйғур музикисиниң аниси болған Он икки муқам һақидә наһайити тиришип-ишливатқан муқамшунасимиз Абдуләзизға болған төһмәт вә бохтанлар еди.

Ярмуһәммәт АБДУСАТТАРОВ

Өзбәкстан уйғур мәдәний мәркизи

«Ақсақаллар кеңиши» рәиси

***

«ON IKKI MUQAM DEYMEN»

(Abduleziz Hashimow)

Uyghurstan sende östüm eng uluq sherep bilen,

Qanatlirim perwaz qildi bir qancha terep bilen.

Amma sendin  ayridi shum pelekning teqdiri,

Shundin béri yashaymen On ikki muqam bilen.

Abduleziz Hashimow

Hayatta özini béghishligidek meqset-nishani, arzu-armini yoq adem, heqiqiy adem bolmisa kérek. Chunki her bir insan hayatta némigidur intilip yaщaydu, némilernidur qilishqa heriket qilidu. Eger uning ekisi bolidighan bolsa undaq insanlar hayatta özining ornini tapalmaydu we özidin kéyin bu duniyada héch nerse qaldurup kételmeydu. Hemme nerse ademning niyitige baghliq bolidu. Shunung üchün dana xelqimizde shundaq maqal bar: — «Putungge tiken kirse höylangdin kör». Yaxshi niyet we mexsetlik her bir kishi özige xas gözel exlaqqa ége bolidu we u xelqining bextidur. Eger niyiti yaman bolidiken, u qanchilik yuksek we bilimdan bolmisun, öz millitige nisbiten bashqa xeliqlerde yaman tesewwurlar qalduridu. Barliq ademlerde yaxshiliq we yamanliq xususiyiti we alamiti mojut. Gözellik yaki rezillik. Qaysini tallash jürigige, jürügidiki jismige baghliq. Biz bügün aghzimizge élip, sözlep, medixlimekchi bolghanlighimiz öz bedinige yaxshilik bilen gözellikni mujessemleshturgen insanlar jumlisidin. Ular tughulishtin bashlapla latapet we gözellik bilen tughulghan.

Gözel Ghulja shehri. Özining sen’etkarliri, yazghuchiliri we shairliri bilen dang taratqan. Ahalisi sen’etkar bolmisimu, sen’etxumar, yazghuchi yaki shair bolmisimu edebiyatsöyer insanlardin. Bu yerning ejayip menzirisini körgen adem yerdiki jennet shu yerde bolsa kérek dep oylishi tebiiy hal. Ene shundaq xushhawa, tebiiti xushmenzire, köchilirida ériqlarda sülar shaqirap éqip turidighan moshu sheherning ademlirimu nahayiti sadde, addiy we hemidin kérekligi bir-birige méhriban. Ademler milletlerge ajritilmaydu, hemme bir-biri bilen inaq, ehil. 

Abduleziz bilen yashliq chaqlirimiz ene shundaq teripke ége bolghan Ghulja shehride, yashliqning shoxliq dewirliri özgichila bir peyizge ége bolup, ata-anilirimizning dewride hayat teshwishliridin jiraqta oyun-külke bilen ötkezgen éduq. U balilighidin tartip sen’etke méhir qoyup östi. Abdulezizning dadisi Sattaraxunaka özi tikighuchi bolsimu amma sen’etxumar adem édi. Sattaraxunakining buwisi Xashim bilen Mutellip aka-uka bolup, Mutellip uyghur xelqining meshhur perzenti, küreshchen shair Lutpulla Mutellipning buwisi édi. Shundaqla meshhur muqamchi Rozi tembirmu Sattaraxun akamlargha tuqqan édi. Abdulezizning sen’etke bolghan méhir-muhebbiti balilighidin peyda bolghanlighi shunungdin bolsa kérek.

Abduleziz ataqliq sen’etkarlar rehberligide uyghur naxsha-sazlirini ügünip, ularni turluk tedbirlerde ijra qilip, tingshighuchilar alqishlirigha ége bolalidi. Abduleziz shundaqla öz zamanisining meshxur sen’etkarliridin Rozi Tembir, Zikri Elpetta, Qurwan Ömer, Mahmut changchi, Ablikim Abdulla, Ghiyasiddin Barat we bashqilar bilen bille ansambllarda ishtirak étip, chong klublarda bolup turidighan konSértlarda qatniship turatti. Yashliq jillirimizda u özining chirayliq awazi, we yéqimlik sazliri bilen biz aghinilirini hayajangha sélip qoyatti. Shundaqla özara oltirishimizda milliy chalghulirimizdin bashqa Éwropa sazliridimu, bolupmu garmon chalghusi bilenmu «tanSa» oyunlirmizni qizitip béretti. Kéyin her qaysimiz her xil kesiplar boyiche Ghuljidin ilgiri-kéyin Ürümchi shehrige oqushqa kettuq.

Bir kuni aghinilirim méni Ürümchidiki tibbiy institutta bolidighan kechki bezimgha (tanSigha) teklip qilip kélishti. Men u yerde Ghuljidin kelgen dostlirim arisida Abduleziznimu uchritip qaldim. Bu méni heyran qaldurdi. Némishke dégende biz hemmimiz Abdulezizni sen’etkar  bolidu dep oylattuq, amma uni médiSina institutide körushni esla oylimighan édim. Özining tughma talanti bilen bizni özining sen’iti, naxsha-sazliri bilen meptun qip kelgen, méningche bolsa pütün ömürini, eqil-idrigini sen’etke béghishlaydighan Abdulazizning médik bolushi méning üchün chong bir yéngiliq boldi. biraz hayran qaldurdi. Shu waqitta bizning sen’etka bolghan chushenchimizning yétishmesligidin u doktor bolishni oylighan bolsa kérek dep oylidim. Shununggha qarimay her bir institut we jaylarda uyushturilidighan kechki bezimler Abdulezizsiz ötmetti. Kéyin türlük sewepler bilen Ürümchidiki oqushni tashlap Ghuljigha qaytip kelduq. Bu yerde hayatning kündin-künge éghirliship bériwatqanlighi tupeylidin, biz birin-kétin  60 jillardin bashlap tughulup ösken Ana jutimizni tashlap kétishke mejbur bolduq. Kimdur Qazaqstangha, kimdur Qirghizstangha we bezilirimiz Özbekstangha köchup chiqtuq. Jumlidin, men qérindashlirim bilen Özbekstangha köchup keldim. Kelginimning destlepki künliri édi. «Eske juga»da Uyghurstandin köchup kelgen  uyghurlar jighilidighan yerde Abdulezizni uchritip qaldim. U méning közumge xuddi bir périshtidekla körünüp ketti. Bir-birimizge toymastin xéle waqitqiche söhbetliship kettuq. Chunki men Wetendin ayrilip uchratqan dostlurimning birinchisi édi. Wetenni, tughulghan shehrimni eslep, musapirchiliqning dert-elemlirini tartip, rasa qomsighan waqtim édi. Abduleziz méni Tashkenttiki el-aghinilerning ahwalidin xewerdar qildi. Shu-shu bolup uning bilen dayim ariliship jurduq we bille Meshrep oyniduq. Meshripimizda sazendilerdin Erkin Yunus, Yaqup Abliz, Zunun Sabirlar bar édi. Abduleziz bolsa meshrepning resmiy ezasi supitide qatnishatti. Ésimda qalghini, Eziz akamning öyidiki bir meshrepte «gülchay» oynap her kim özi bilgen we qilip béreleydighan hönerliri bilen köpchilikni xoshal qilip, gülchayni ikkinchi kishige taghdim qilishi kérek édi. Shu küni men «Jürek» dégen bir shéirimni yézip, oqup bergen édim. Öz nawitide Abduleziz Zununning qolidiki dutarni élip:

Jurunglar dostlar oynayli,

Deriya boyi boylayli.

Béliqlargha eriz étip

Xudayimgha jighlayli.

Deriyaning süyi tashsa,

Chong Köreni basmaqchi.

Eqilsiz nadan begler,

Xasha bilen tosimaqchi.

Naxshini méyarigha yetkuzup étip: — Mana moshu naxshilirimiz étilmay qéliwatidu. Bumu bolsa özige xas Ili xelqining söyümlük naxshiliridin — dégendi. Shu kündiki meshrepning jeriyani magnitafon léntisigha yézip élinghan bolup, u Eziz akamning arxiwida saqlinip qalghan bolishi  kérek. Yene bir manga tesir qilghan nerse Abduleziz özining öyidiki meshrepta oghli Ekremni chaqirip uyghur naxsha — sazlirini ijra qildurup berdi. Méning üchün bu ehwal méni nahayiti hayajanlanturdi. Chünki méning tesewwurimda pianinoda peqet Éwropa küylirini chélishqa bolidu, amma uyghurcha kuylerni chélish mumkin emestek bilinetti.

Dostimiz Abduleziz shu waqitlarda sen’etka özini heqiqiy béghishlimaqchi bolup Özbekstan dölet konsérwatoriyasige oqushqa kirdi. Konsérwatoriya tarixida bolghanmu-bolmighanmu bilmeymen, amma bir waqiening guwachisi boldum. U bir dewirda, bir waqitning özida ikki xil fakultétta, ikki xil yönilishta te’lim aldi. Ene shu waqitlarda Abduleziz téz-téz téléwizorlargha chiqidighan, uyghur muzika –naxshiliri wa büyük uyghur On ikki muqami heqide bexis jurutidighan bolup qaldi.  U pütün bilimini, eqil-idrigini sen’etke béghishlidi. Ustazlirining rehberligide emeliyat bilen nezeriyeni birleshturgen halda uyghurlar zich jaylashqan yerlerge bérip xeliq naxsha-saz ustiliri bilen uchrashti we izlendi. Uning bextige 1967 jili Tashkentte téléwidénié wa radio qéshida uyghur naxsha-saz ansmbli qurulup, ansamblgha ishqa orunlashti. Yene uning bextige Tashkentke Qazaqstan, Qirghizstan we Özbekstandiki meshhur muqamchilardin Nurmehemmet Nasirow,  Mettayir Hesenow, Ghopur Qadirxajiéw, Sultanmurat Rezemow, Qadir Razi Muhemédow qatarliqlarning jelip qilinishi bilen On ikki muqamni retlesh we simgha élish ishliri bashlinip ketti. Bu ishta Abduleziz paal ishtirak étip, özining barliq bilimini ishqa saldi. Uyghur muqamlirini uyghur xeliq dastanliri bilen yéqin munasiwetligini,  her muqamning muqambéshi, dastan neghme, meshrep neghme dep atilidighan qisimlirining barlighini tekitlidi. Muqamlarni tiklesh, xeliq dastanlirini jighish we ular bilen muqamlarning boghan tarixiy munasiwitini ilmiy asasta jurutishning lazimlighini bildurdi. Ene shundaq nahayiti mesheqqetlik izdinishler arqiliq On ikki muqam heqidiki özining réjileshturghan mexsitige yétip, chong hejimdiki ijadiy ishlirini royapqa chiqardi.

Abliz Hashimow deymiz,

Séghinish bilen esleymiz.

Sen’etning durdanisi,

Muqamshunasimiz deymiz.

Shu orunda bir nersini yazmay ilajim yoq. 2004 jili Abdulezizning wapatidin kéyin Özbekstan dölet konsérwatoriyasida uning doktorluq disértaSiyasi asasida yéngi neshirdin chiqqan «Uyghur kespiy muzika en’eniliri» dégen kitawining teqdimati boliwatqanda meshhur özbek alimliri turup u toghrisida nahayiti yaxshi geplerni éytishti. Shularning ichide sen’etshunasliq penliri doktori, Özbekstan dölet konsérwatoriyasining proféssori Toxtasin Ghafurbékowning gepliri manga nahayiti tesir qilghan édi. U jumlidin shundaq dégen édi:

—        Ebduleziz aka nahayiti japakesh insan édi. U öz xelqini, uning muzika mirasini shunchilik söygen édiki, qanchilik qiyinchiliqlar, japalargha qarimay ömürining axiriqicha shu yolda ilmiy izdinishler élip bardi. Men Ebduleziz akini emeliy ishliri boyicha özbeklerdin yétiship chiqqan meshhur xapiz Yunus Rejebiyge we nezeriy terepliridin bolsa proféssor Isxaq Rejebowqa tengleshturgen bolattim.      

«Aldingdin aqqan suning qedri yoq» — dégendek bashqa xeliqler shunchilik hörmetlep, uning ishliridin ünümlik paydilinip, ügünip öz tedqiqatlirida medxiyilep kéliwatqan bir alimimizni özimizdin chiqqan bir qisim qaraqosaq hesetgoylar uning ustidin ighwa xetlirini uyushturup, u xetlerni birlirining adréslirigha yollap, her xil töhmetlerni chaplighan édi. Undaq ighwa xetler yalghuz Abdulezizning ustidinla emes, belki shu waqitta Tashkentte yashawatqan köpkine insanlar ustidinmu yézilghan édi. Ular uyghurlar ichidin chiqqan ziyaliler, doktorlar, oqutuchilar, edebiyat — sen’etchiler we bezi bir huner we bashqa kesiptiki yaxshi ademlernimu öz ichige alghan édi.

Bu yerde hemmidinmu bizning gheziwimizni qözghighini uyghur medeniyitining muhim bir terkibiy qismi bolghan méhnetkesh, kureshchan xelqimizning büyük ijadiyiti, xelqimiz parasitining jewhiri,  duniyada bashqa xeliqlerde kam uchraydighan qimmetlik nadir eser uyghur muzikisining anisi bolghan On ikki muqam haqide nahayiti tiriship-ishliwatqan muqamshunasimiz Abdulezizgha bolghan töhmet we boxtanlar édi.

Yarmuhemmet ABDUSATTAROW

Özbekstan uyghur medeniy merkizi

«Aqsaqallar kéngishi» reisi