Среда, 20 ноября, 2024
АммибабСәнәтУйғуршунаслиқ

Әл үчүн яралған әрбап

Шәмшидин АЮПОВ,

© «Уйғур авази»

Өткән һәптидә Алмута шәһиридики М. Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң Мәҗлисләр залида тилшунас алим, филология пәнлириниң доктори, профессор, Қазақстан Җумһурийити Миллий пәнләр академиясиниң академиги, Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән пән әрбаби, шундақла дуниядики бирдин-бир Уйғуршунаслиқ институтини тәшкил қилғучи һәм униң биринчи мудири болған, Қазақстан Җумһурийитиниң «Алтун китавиға» исми йезилған җәмийәт әрбаби Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң туғулғининиң 90 жиллиғиға беғишланған хатирә кәч болуп өтти.
Риясәтчиләр – Абдуқейим Имиров вә Меһрай Мәхсимова академикниң өмүрбаяниға қисқичә тохтилип өткәндин кейин, гимназия оқуғучилири тәрипидин ядқа оқулған Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң шеирлири вә униңға беғишлинип йезилған мисралар, шундақла әмгәк йолидин елинип тәйярланған сәһнилик көрүнүш билән Қ.Ғоҗамияров намидики дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң нахшичиси Фурқәт Зайировниң иҗра қилишидики нахшилар вә 101-мәктәп-гимназияниң «Дилраба» уссулчилар ансамблиниң орунлишидики уссуллар көпчиликниң гүлдирас алқишиға сазавәр болди. Жирик алимниң әмгәк йоли әкис етилгән видеоролик хатирә кәчниң техиму тәсирлик өтүшигә зәмин яритип, көпчилик әл үчүн яралған оғланниң ярқин қияпитини әскә алди.
Ғоҗәхмәт Сәдвақасов дегәндә, бизниң көз алдимизға –уйғуршунаслиқ пәни, миллий маарип, мәтбуат, сәнъәт, миллий мәдәнийитимиз келиду, — деди дәсләпкиләрдин болуп сөз алған «Атамұра» корпорацияси Уйғур редакциясиниң башлиғи, «Иҗаткар» журналиниң баш муһәррири Малик Мәһәмдинов устази һәм жутдишини яд етип. — Ғоҗәхмәт Сәдвақасов уйғур әдәбий тилиниң шәкиллинишигә, тәрәққий етиши вә бүгүнки дәриҗигә йетишигә бебаһа төһпә қошти. У интайин кәмтар һәм жутдашлириға болған муһәббити чәксиз инсан еди.
Андин натиқ бүйүк алимниң вапатидин кейин 7 томлуқ әсәрини нәширдин чиқарған униң өмүрлүк җүпти Омақ ана Һасанованиң бебаһа әмгигигә баш егип, қәйсәр аниға мустәһкәм саламәтлик тилиди.
Хәлқиниң тәғдири, яш әвлатниң келәчиги үчүн әмгәк қилип өткән академик тоғрилиқ әслимилири билән бөлүшкәнләр қатарида 101-мәктәп-гимназияниң мудири Хуршидәм Ниязова, пешқәдәм журналист Абдукерим Тудияров, көрнәклик шаир Абдуғопур Қутлуқ, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси рәисиниң орунбасари меценат Долқунтай Абдухелил, Султанқорған мәһәллисиниң баш жигитбеши Ғәйрәт Мәмәтәлиев болди. Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һосманҗан Обулов пүткүл һаятини уйғуршунаслиқ пәнигә беғишлиған алимниң исмини тилға елип, уни яшларға үлгә қилип көрсәтти. Шундақла алимниң рәпиқиси Омақ Һасановаға өзи рәһбәрлик қиливатқан тәшкилатниң тәвәллудлуқ медалини тапшурди.
Хуласә сөз академикниң рәпиқиси Омақ Һасановаға берилди. Нураний ана өз сөзидә Қазақстан илим-пәниниң тәрәққияти вә миллитимизниң һәртәрәплимә риваҗлиниши үчүн аянмай тәр төкүп, кәйнидин өлмәс ғәзнә, түгимәс мирас қалдурған бүйүк намайәндә Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң һаятида өз мәнпийити үчүн әмәс, хәлқиниң тәғдири, яш әвлатниң келәчиги үчүн әмгәк қилип өткән әрбап екәнлигини қәйт қилғач, ушбу хатирә кәчкә иштрақ қилғучиларға һәм ушбу чарә-тәдбирни уюштурушқа көп күч чиқарған 101-мәктәп гимназияниң коллективиға вә уни қоллап-қувәтлигән Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә миннәтдарлиғини билдүрди.