Понедельник, 30 декабря, 2024
Уйғурлар

Әлвида, Хәлқимизниң адвокати.

Бизгә тегишлик көп нәрсә сиз билән кәтти,

Сизгә тегишлик көп нәрсә биздә қалди.

 

 

Ички дуниясиниң гөзәллиги, мәнивий байлиғиниң үстүнлүги, үлгилик әдәп-әхлақи, үнүмлүк әмәлияти билән әтрапидикиләрниң һаят йолини бейитип, техиму мәзмунлуқ қилалиған инсанларму болиду. Мана шундақ достумиз, тонулған адвокат Гүлинур Мөмүн қизи Җалановадин айрилип қалдуқ. Бу җудалиқ – уруқ-туққан, қом-қериндаш, аилиси үчүнла әмәс, пүтүн уйғур җамаәтчилиги үчүн чоң йоқитиш еди.

Талай һаят синақлириниң әглигидин өтүп, җамаәтчиликниң һөрмәт-еһтирамиға бөләнгән садиқ достларниң йенимизда болуши Яратқучи тәрипидин берилгән бир соға екәнлигини яш чоң болғансери техиму ениқ һис қилишқа башлайдекәнмиз.

70-жиллири Алмута шәһиридә һәр хил оқуш орунлирида тәһсил көрүватқан бир топ яшлар бир-биримиз билән хелә қоюқ арилишаттуқ. Яшлиқ қәлбимиздә кәлгүсигә болған арзу-үмүт орғуп турған он бәш студентниң арисида әдлийә факультетида билим еливатқан Гүлинур Җалановаму бар еди. Заманивий кийимдики гөзәл қияпәтлик, билимлик, хуш муамилилик қиз курсдашлириниң, қурдашлириниң арисида пәриқлинәтти.

Бирәр мәсилә үстидә муназирә болидиған болса дәллиң ой-пикри билән сөһбәтдишини қайил қилипла қалмай өзиниң илғар пикирлири билән көпчилигимизгә ой селип қоятти. Җиддийлишип кәткән сөһбәт-муназириләр вақтида керәк йеридә Гүлинур тәрипидин ейтилған бир икки еғиз күлкилик ибарә яки һәзил, худди қоюқлишиватқан булутларни тарқитивәткән қуяш нуридәк билинәтти. Силиқ-сипайә мүҗәз-хулқида лазим болған әһвалда қәтъийлик, қайтмас ирадиниң күчи намайән болатти. Шәһәрдә өскән қизниң таза уйғур әдәбий тилида мулаһизә қилиши, билимгә болған интилиши әтрапидики қурдашлирини қайил қилаттти.

Талантлиқ вә идрәклик Гүлинур мәктәпни алтун медальға тамамлап, һоқуқшунаслиқ саһасини таллап, әдлийә факультетиниң студенти аталди. Өз вақтида бу факультетқа һөҗҗәтлирини тапшурған тәләпкарларниң саниниң көплигидин қобул қилиш шәртлири «қаттиқлишип» емтиһандин «жүгрүкләрниң жүгригила» өтәтти. «Қийинчилиқлардин қечип әмәс, уларни йеңип қутулушқа болиду» дәйдиған Гүлинур бу саһаниң җапа-мәшәқити йетәрлик адвокат мутәхәсислигини таллавалди. Шәһәрлик адвокатлар коллегиясидә 45 жил мабайнида паалийәт елип барған Гүлинур кәспий билим-тәҗрибиси вә инсаний хисләтлири билән кәсипдашлириниң һөрмәт-еһтирамиға, алқишиға сазавәр болди. Униң кәспий дәриҗисиниң үстүнлигигә һеч ким шәк кәлтүрмәтти. Яш кәсипдашлири өз кәспигә садиқ, тәҗрибилик адвокатниң мәслиһәт-кеңәшлиригә тайинатти. Һоқуқшунаслиқ алимидә мәлум мәнзилләрни беқиндуруп, кәспий паалийәттики утуқларға қол йәткүзүш үчүн қанчилик тосалғулуқларни йеңип чиқишқа тоғра кәлгәнлигини униң аилисидикиләр вә йеқинлирила билсә керәк. Сот олтиришлирида сөзлигән нутуқлири униң аналитикилиқ сәвийәсидин дерәк берәтти.

Тарихта «урулуп, соқулған» биздәк милләттә өз мутәхәсислиги бойичә бәлгүлүк муваппәқийәтләргә йәткән адәмләр көп болуши мүмкин. Амма кәспий паалийити, иш-тәҗрибиси арқилиқ қилчилик болсиму хәлқигә пайда йәткүзүш хаһишида яшап, уни әмәлиятида ипадиләйдиғанлар көпчиликни тәшкил қилмайдиғини ениқ. Гүлинур уйғур хәлқиниң пәрзәнди болуши сүпити билән вуҗудидики кәспий билим-тәҗрибисини җапакәш хәлқиниң мәнпийити йолида сәрип қилишни билди. 2001-жили Мюньхенда (Германия) Дуния уйғур қурултийини тәсис қилиш жиғиниға иштрак қилиши униң хәлиқара қанунларни изчил үгәнгәнлигидин һәм кәң сәясий билимгә егә екәнлигидин дерәк берәтти.

Гүлинур Җаланова «Уйғурларниң Миллий Асоциациясиниң» бюро әзаси ретидә җәмийәтлик ишларғиму алаһидә көңүл бөлди. Бу җәмийәтлик тәшкилат Қазақстан Җумһурийитидики уйғур аһалиси арисида маарип-мәдәнийәт чарә-тәдбирлири билән қатар уйғур қачақлириниң мәсилисигә алаһидә нәзәр ағдурди. БМТниң Қачақлар бойичә Алий Комиссари, ОБСЕниң Демократия вә Инсан Һоқуқи Бюроси (БДИПЧ), АҚШ, Европа, Түркиядики хәлиқара тәшкилатлар билән алақә орнитип, һәмкарлиқта уйғур қачақлириниң мәсилиси бойичә паалийәт елип барди. Йәрлик вә чәт әл журналистлириниң алдида хәлқимизгә аит айрим мәсилиләр бойичә қоюлған соалларға җавап бериш Гүлинур Җаланованиң әнчисидә еди. Бу инчикә мәсилидә қануний билимла йетәрлик болмай, миқияслиқ сәясий көз қараш йетилгән болуши керәклигини яхши чүшинәттуқ. Шуңлашқа хәлиқара әхбарат дуниясидиму хәлқимизниң мәнпийитини қоғдаш иши адвокат Гүлинур Җалановаға жүклинәтти.

Һәр қандақ дәриҗидики чарә-тәдбир, мәрасимларда хәлқигә вәкиллик қилалайдиған салаһийәткә егә хисләтләр муҗәссәмләнгинини Гүлинур Җаланова өзгә хәлиқләр алдида бир нәччә қетим дәлиллигән еди.

2014–2015-жиллири Гүлинур Мөмүн қизи «Инайәт» ассоциацияси тәрипидин уюштурулған Алмута вилайитиниң аһалисиға һәқсиз хизмәт көрситиш паалийәтлиригә иштрак қилди. Ишлириниң наһайити көп болғиниға қаримай униң ярдимигә муһтаҗ инсанлар үчүн вақтини аҗратти. Шу җәмийәтниң бир вәкили болғачқа Қазақстан гражданлириниң тәғдиригә у һәргиз бепәрва әмәс еди.

Шуниң билән биллә у инсаний мунасивәтләрни, адәмниң психологиялик өзгичиликлирини яхши чүшинидиған Гүлинур ярдәм сорап кәлгәнләрниң муң-муһтаҗиға йетип, қолидин келидиған барлиқ имканийәтләрдин пайдилинатти. Муһим мәсилиләрдә қәтьийлик, қайтмас ирадиси намайән болатти. Бу хисләтләрни униң кәспий паалийитиму тәләп қилатти. Панасиға алған шәхсниң мәнпийәтлирини қоғдаш үчүн қанчилик җавапкәрликниң жүкләнгәнлигинини яхши чүшинәтти. У симасидинла әмәс, жүригидин нур чачқан инсан болидиған. Өзиниң әтрапида адәмләрни җипсилаштуридиған, бирләштүридиған хасийәткә егә болуп, достлири, кәсипдашлири билән болған муһитта меһир-муһәббәт, һөрмәт җилвә қилип туратти. Мүжәз-хулқидики кәмтарлиқ униңға болған ишәнчә-үмүтни һәссиләп ашуратти.

Уйғур ханим-қизлири үчүн виждан, номус, әдәп-әхлақ мәсилиси әсирләр мабайнида муһим орунни егилигән. Аилидики тәрбийәдин, ата-анисидин сиңгән виждан, әхлақ тазилиғини һаят принципиға айландурған Гүлинур сот органлирида хизмәт қиливетипму шәхсий мәнпийәтни әмәс, көпчиликниң, хәлиқниң мәнпийитини алдинқи орунға қойди. Мәнивий дуниясиниң иқтидар-күчи маддий дунияға болған һәвәскә һәргиз йол қоймиғачқа кәспий паалийитигә дағ чүширидиған ишлардин жирақ болди.

Гүлинур һәқиқий рәвиштә бизниң пәхримизгә айлинип, заманивий уйғур аялиниң үлгиси болалиди. Гүлинур Мөмүн қизи Җаланова әмгәк паалийитидә йүзлигән адәмләрниң мәнпийитини қанун органлирида қоғдап, уларниң ишәнчисини ақлап,ақ көңлидин чиққан миннәтдарлиқ, алқишларға бөләнгән шәхс. Шуниң билән у айрим шәхсләрниңла әмәс, пүтүнсүрүк хәлқиниң мәнпийитини қануний рәвиштә қоғдашни билгән адвокат.

Униң өлүми һәққидә хәвәрни аңлиғинимизда һәр биримиз сепимизда орни толмас бир бошлуқниң һасил болғанлиғини һис қилдуқ. Лекин униң образи, қияпити қәлбимиздә мәңгү сақлинидиғанлиғи ениқ. Бу қайғулуқ күнләрдә Гүлинур Мөмүн қизиниң вапат болуши мунасивити билән өмүрлүк йолдишиға, пәрзәнтлиригә, сөйүмлүк нәврисигә, уруқ-туққан қом-қериндашлириға қайғуруп тәзийә билдүримиз.

Әлвида хәлқимизниң қәһриман қизи!

Әлвида хәлқимизниң адвокати!

Достлири:
Д. Избакиев, Г. Искендерова, Т. Аблизова, Р. Ашимова, В.Мәмәдинов, Й.Азаматов, Ш.Надиров, Һ.Мәмәтов, Ж.Таипов, К.Шакиров вә башқилар…