Четверг, 26 декабря, 2024
Аммибаб

Қазақ бағрим, Уйғурни өчүрсәң Хитай билән Росни көчүрәмсән

Абдувәли Аюп

Бүгүн Қазақистандики уйғурларниң Қазақистан дөләт маршини синлиқ оқуп тарқатқанлиқи көрүп көзүмгә яш кәлди. Бу маршни аңлап йиғлишим тунҗи қетим әмәс. Қазақистанниң дөләт марши хитай пайтәхти Бейҗиңда, қутлуқ норуз күнимиздә яңриғанда шундақ йиғлиған, сәһнидә мәйдисини керип ейтиватқанлар вә төвәндә орунлиридин туруп кәткән қазақ достлирим билән қошулуп төкүлүп кәткән идим. Бу яшқа йенимизда, теғимизда вә беғимизда нәччә йүз йил биллә яшиған, қозилири вә қимизлири билән дастиханни мол қилған, биз билән өлүмдиму көрүмдиму биллә болған бағирлиримизниң һөрлүкидин, мустәқиллиқидин пәхирләңән бир уйғурниң көңли, тәбрики вә тиләклири сиңгән иди.

Қазақистан мустәқил болған чағ 1991-йили қара қиш иди. Шу күни биз бәш алтә ағинә имтиһанларни унтуп Қазақистан үчүн йиғилған, бир кечә ухлимай қазақниң мустәқиллиқи үчүн бир биримизни тәбирикләшкән идуқ. У йәрдә бизниң Зунун Қадиримизниң қәбриси бар иди. У йәрдә бешини қиблигә әмәс или ёлиға қаритип дәпинә қилишни вәсийәт қилған Ғени батурниң қәбриси бар иди. У йәрдә бизниң мустәқил дөлитимизниң ахирқи султани Алахан салдурған мубарәк султан қорғанимиз бар иди. У йәрдә бизниң тунҗи уйғур җәмъийитимиз қурулған, тунҗи пәнни маъарипимиз башланған, биз уйғур дегән муқәддәс намимизни Алма -Атаға җуғлашқан зиялийларниң тәшәббуси билән тапқан идуқ. У йәрдә бизниң мустәқил җумһурийитимизниң ахирқи шаһитлири, қоманданлири вә рәһбәрлири бар иди. Биз Қазақистандики ёлбашчиларни росниң қолидин қутулған Ғени батурниң нәврилирини, Нузугумниң варислирини башлап биз билән бир сәптә Вәтәнни қутқузиду, дәп ишинәттуқ. Биз Қазақистанниң мустәқиллиқи бизниң қазақларда мустәқиллиқ ирадиси пәйда қилиду, уйғур қазақ бирлишип, биллә сәп тартип мустәқиллиққә ёл алимиз дәп хиял қилаттуқ.

Бүгүнки Қазақистанниң маршини оқуватқан қериндашлиримға қарап төкүлүватқан яшлиримни сүртүп ойландим. Шу чағда сүргән хиялимға, қилған тамалиримға, күткән арзулиримға әпсусландим. Қазақистанда бүгүн дөләт марши оқуватқан уйғурлар көзүмгә бәшинчи июл паҗиъәсидә үрүмчидә қолиға хитай байриқини көтүрүп намайишқа чиққан уйғурлардәкла көрүнүп кәтти. Дөләт икки уйғур бир, шәкил икки маһийәт бир иди.

Биз немишқа нәдә яшимайли даъим садақитимизни билдүрүшкә мәҗбур болимиз? Немишқа бешимизға күн кәлгән, яки шундақ күн келишни тәхмин қилған һаман садақәт марши оқушқа, садақәт байриқи көтүрүшкә мәҗбур болуп қалимиз? Немишқа ақ-қара зиддийити чиққан Америкида, Франсоз-мусулман зиддийити чиққан фирансийәдә аз санлиқ һесаблинидиған қарилар дөләт маршини оқуп садақәт билдүрмәйду, немишқа пәқәтла биз тәләп қилинмиған садақәткә өзлүкимиздин зорлинип кетимиз? Немишқа Түркийәдики уйғур сәрхилла түркләрдинму бәкрәк түркчә шоъарларға мәптун болуп кетиду? Әҗәба буму садақәт җакарлашниң бир шәклиму? Биз садақәт билдүрүшкә немишқа моһтаҗ?

Хитай уйғурни вә қазақ, қирғиз, өзбек татарни лагерларға қамап дөләт маршини мәҗбурий оқутса, Қазақистанда чиққан боранда биз шуниңға йәнә зорлинип қалсақ, шуни оқумай өзимизни дөлитимиздә яшаватқандәк һес қилалмисақ һә! Ундақта бизниң төлигән беҗимиз немигә тәвә? Шу дөләтни қурушқа аққузған қан тәримиз немигә һесаб? Қазақистанда уйғур қурған завут, уйғур салған базар, уйғур ачқан тиҗарәт бизниң садақитимизни испатлашқа йәтмәптиму? Қазақистанда Үрүмчи-Алмата арисида тиҗарәт қилип йүксәлгән уйғур байлар мәбләғни Қазақистанға салмай Ғулҗиға, Қәшқәргә, Үрүмчигә саптиму? Шуниң пайдисини Қазақистанға бәрмәй Қәшқәрдики Һейтгаһқа, Артучтики Сутуқ Буғраханиң мәсчитигә хәҗләптиму? Булар садақәт әмәсму? Уйғур байларниң вәтәндин доллар көтүрүп Қазақистанға көчүп чиққини садақәт әмәсму?

Биз уйғурлар һеч бир заман қазақ бағирлардин бир нәрсә талашмидуқ, тарихтин бери қоғдидуқ, дүшмәндин тәң қоғдандуқ, улар билән миллий тоқунуш қилмидуқ. Компартийә уйғурниң ават шәһири Ғулҗини қазақ областқа мәркәз қилип бәрди, биз һеч қачан биздин аз, аҗиз қазақ бағиларни тағқа қоғлимидуқ, әксичә биздин нәччә миң һәссә күчлүк хитайни қоғлап, тиллап яратмай патурмидуқ, урушуп өлтүрүлдуқ, намайиш қилип қирилдуқ әмма тән бәрмидуқ. Қәшқәргә барған миңлап қазақ сиңип кәтти иттәрмидуқ. Бизниң наһийәдә қазақлар дегән юрт бар һеч биримизниң хиялиға уни өзгәртиш кәлмиди. Пүтүн уйғур ишлитидиған дәрслик китабимизда Таңҗариқ Җолдибайивниң нәзмлири бар иди, Уйғур университетида қазақчә дәрс өтидиған профессорлар бар иди биз һеч қачан уни еливетишни, алмаштурушни, ёқитишни тәләп қилмидуқ! Силәргә немә болди туғқанлар?

Биз Вәтәндә ана тил даваси қилғанда қазақ бағирлар билән биллә қилдуқ. Тунҗи ана тилни қоғдаш мәслиһәт йиғинини Үрүмчигә мәшһур қазақ ресторани болған, қазақларниң әҗдади уйсунларниң намиға аталған җайда қилдуқ. Тутулуп қийнаққа чүштуқ әмма биз билән бирләшкән, бир нийәттә болған бирму қазақ зиялиниң, бирму қазақ өлиманиң, бирму қазақ байниң исмини, қилмишини дәп бәрмидуқ, һәммә җинайәтни өзимиз үстиләндуқ. Қени Қазақистандики әсли биздин болған вәтәндашлар, биллә йегән нанниң, билә йегән таяқниң, биллә ятқан лагерниң йүзи ёқму? Хитай йәнә немә қилса бирлишимиз? Хитай йәнә бизни немә қилип бәрсә бизниң һалимизға йетисиләр?

Хош, шуни сорап бақайли, Росму өзгәртмигән уйғур наһийәсиниң нами кимниң нәригә тақашти? Бизләрни қул қилған орус қилмиған яманлиқни қилиш қайси қазақ зиялийға, сиясиёнъға, қайси ақсақалға ярашти! Уйғурниң қан бағрини тилип, уларниң ата бовисидин мирас мубарәк тупрақниң намиға көз тикиш немигә зөрүр болуп қалди? Шималда йүзләп русчә йәр исми турупту, миңлап қазақниң исми русчә болупту, қени шулардин башлимайлиму қазақлаштурушни? Яки биздә исим русчә болуп кәтсун, ата макан Шәрқи Түркистанда намлиримиз хитайчә болуп кәтсун, хитай болуп кәтсәк, орус болуп кәтсәкму мәйли, пәқәт уйғурчә болмисила купайә демәкчиму? Сирикҗан русчә сөзлисә ғәзәпләнмәй, хитайчә сөзлисә ағринмай, пәқәтла Әркин Асия радиъосиға уйғурчә сөзлисә чидимай қалғиниңлар билән бу қилиқиңлар неманчә охшайду?

Қазақ бағирлар, уйғур аталған бир наһийәмизниң наминиғу өчүрәрсиләр, Шималдики росларни көчүрәмсиләр? Силәрниң нефитиңларни өзүңләрдин қезип өзүңләргә сетиватқан, земиниңларда бай болуп питлинип йетиватқан, қизлириңларни пул билән сетивалған хитайларни қандақ қилмақчи? Орусқа йәтмигән күч, хитайдин Сайрагүлни, Өмәр Бекалини, Сирикҗанни қоғдиялмиған җасаритиңлар бизгә кәлгәндә бағҗанлап кәттиму?

Биз Қазақистанниң дөләт маршини Шәрқи Түркистан маршини сөйгәндәк сөйимиз, маршиңларни авазимизни қоюп берип ейтимиз, лекин ейтқан күнимиз бешимизға күн кәлгән, силәрдин дилимиз азар йегән, мәвҗутлуқимиз тәһдиткә учриған күн болмаслиқи керәк. Биз Қазақистанға қазақтинму бәк садиқлиқ билдүримиз, әмма у садақитимиз қорққанлиқимиз үчүн әмәс, хитай вә орус тартивалған һөрлүк, адаләт вә баравәрликкә еришкәнликимиз үчүн болуши керәк.

2020-йили 26-июн