Суббота, 21 декабря, 2024
Абләт Камалов

Көрнәклик алим Ерзин Мунир Ибрагим оғли, — 90 яшта

«Уйғур авази» гезити, 10-ноябрь 2017-жил
***
Уйғур мәтбуати тарихиниң тәтқиқатчиси

Уйғуршунаслар арисида Мунир Ибрагим оғли Ерзинниң орни алаһидә. У уйғур кеңәш мәтбуати тарихиға мунасивәтлик уйғуршунаслиқниң чоң бир саһасидики «дәсләпки қалиғач». «Уйғур совет мәтбуатиниң тарихи» дәп аталған униң дәсләпки китави 1980-жили нәширдин чиққан. Мәзкүр китап асасида алим 1983-жили Қазақ ССР Пәнләр академияси Чоқан Валиханов намидики тарих, археология вә этнография институтида намзатлиқ диссертациясини һимайә қилди. Әнди 1988-жили болса, толуқтурулған мәзкүр китап «Становление и развитие уйгурской советской печати» нами билән Қазақ ССР пәнләр академияси Уйғуршунасли институты паалийитини башлиған дәсләпки жилларда йоруқ көрди.
Китап илмий җамаәтчиликниң диққитини җәлип қилди. Чүнки китапта Йәттисуда вә кейинирәк Кешш Иттипақида, шундақла уйғурларниң тарихий Вәтинидә уйғур мәтбуатиниң шәкиллиниш җәрияни көрситилди. М.Ерзинниң йәнә биржа чңң әмгиги, у язма мәнбәләрни тәһлил қилиш асасида Шәрқий Түркстандики мәтбәәчилик сәнъитиниң миңжиллиқ тарихқа егә екәнлигини дәлиллиди. Мошу кәмгичә уйғурларниң ХХ әсирдики тарихиға беғишланған һәрқандақ китап Мунир Ерзинниң тәтқиқатлирини мәнбә сүпитидә көрсәтмәй йезилмайду.
М.Ерзинниң уйғур мәтбуатиниң тарихиға қизиқиши тәсадипи әмәс. Чүнки у өзи туғулуп өскән Шәрқий Түркстанда мәтбуат саһасида хелә жил ишлигәндин кейин илим-пәнгә кәлди.
Мунир Ерзин 1927-жили 27-октябрьдә Алтай вилайитини Бурчум шәһиридә туғулған. Мошу йәрдә қазақ тилида мәктәпни тамамлап, Үрүмчидики педагогика институтида хитай тили факультетида билим алиду. Шу пәйтләр, йәни 1940-жиллар, тарихий вақиәләргә толуп-ташқан дәвир еди. Шәрқий Түркстанниң үч вилайитидә — Или, Тарбағатай вә Алтайда миллий-азатлиқ һәрикити башлинип, Ғулҗа шәһирини мәркәз қилған Шәрқий Түркстан Җумһурийити тәшкил қилиниду. Әдип институтни тамамлиған пәйттә Шинҗаңда коалициялик һакимийәт ишини башлайду. Униң тәркивигә үч вилайәтниң вәкиллириму киргүзүлгән еди. 1947-жили М.Ерзин өзиниң паалийитини Әхмәтҗан Қасимий рәһбәрлигидики үч вилайәт инқилави тәрипидин чиқирилған «Шинҗаң гезитидә» башлайду.
Уйғур тили шу пәйтләрдә Шинҗаңдики мусулман хәлиқлири арисида милләтләрара мунасивәт тили сүпитидә кәң қоллинилатти. Тил үгинишкә қабилийити бар яст журналистқа уйғур тилида чиқиватқан гезитта ишләш қийин болмиди. «Шинҗаң гезитидики» иш-паалийитигә мунасивәтлик М.Ерзин шу дәвирдики сәясий әрбаплар билән нурғун арилишиду. Шуларниң арисида гезитниң идеологиялик йөнилишигә җавап беридиған Или һакимийитиниңң әкили Турсун Исрайиловму болған. Мунир Ерзин шундақла уйғур гезити редакциягә ишқа тәклип қилған Уйғур Сайраминиму иллиқ сезимләр илкидә әсләйду.
Коалициялик һөкүмәт тарқитилғандин кейин М.Ерзин Ғулҗа шәһиригә қайтип келиду. Бу йәрдә у «Инқилавий Шәрқий Түркстан» гезитида ишләшкә башлайду. Коммунистлар кәлгәндин кейин (1950-ж.) Гезитниң нами «Или гезити» дәп өзгәртилиду. Мошу гезитта М.Ерзин Кешш Иттипақиға көчүп чиққичә, йәни 1955-жилғичә ишләйду. Тәкитләш лазимки, Шәрқий Түркстан Җумһурийити дәвридики М.Ерзинниң журналистик паалийитини япониялик Наоко Мидзутани тәтқиқ қилди һәм Япония гезитлирида бу һәққидә мақалиларни елан қилди.
Алим Алмутида, «Коммунизм туғи» гезитида өзиниң журналистик паалийитини давамлаштурди. 1967-жили у Қазақ ССР Пәнләр академияси Уйғуршунаслиқ секториға ишқа йөткилиду. Бу ййрдә у хитай тилини билидиған бирдин-бир мутәхәссис еди. Мошу йәрдә ишләп жүрүп, Қазақ дөләт университетиниң тарих факультетини сирттин оқуп тамамлайду. Әйнә шуниңдин кейин М.Ерзинниң иш-паалийити дәсләп Тиллар институти йенидики Уйғуршунаслиқ бөлүмидә, кейинирәк Уйғуршунаслиқ институтида (1986 — 1996) давамлашти. Мошу жиллар җәриянида у тарих бөлүмидики барлиқ илмий лайиһиләргә қатнашти. Әйнә шу лайиһиләрниң бири — «Уйғурларниң қисқа тарихи» коллективлиқ монографисидики уйғурларниң моңғоллар дәвридики тарихиға беғишланған бөлүми М.Ерзинниң қәлимигә мәнсүп.
Алим шундақла өзиниң миллити, йәни татар хәлқиниң вә дуниядики барлиқ татар җамаәтчилигиниң тарихиға наһайити қизиқиду. Шәхсән униң тәғдириму Шәрқий Түркстандики татарларниң тарихини әкис әттүриду. Мәлумки, ХІХ әсирниң ахири ХХ әсирниң башлирида Шәрқий Түркстанда татар җамаәтчилиги шәкилләнгән. Бирақ 1950-жиллири нурғунлиған татарлар чәт әлләргә, биринчи новәттә, Кешш Иттипақиға көчүп кәткән. Шәрқий Түркстандики татарларниң тарихини М.Ерзин өзиниң аилисиниң мисалида «Тропою предков» (2005-ж.) Дегән китавида көрситиду.
Илгири тарих пәнидә «қедимий татарлар мольол тиллиқ хәлиқ болған» дегән пикир қелиплашқан. Бу пикир рус вә кеңәш илим-пәнидиму «Татар-моңғол тәҗавузи» дәп көрситилгән. Сәвәви, қедимий татарларниң моңғоллардин келип чиқиши кеңәш дәвриниң идеологиялик көзқаришиға мувапиқ келәтти. Чүнки тарихчилар Поволжья татарлирини йәрлик (автохтонлуқ) дәп көрситәтти. Нәқ шу пәйттә «Болғар нәзәрийәси» дәп аталмиш идея аммибаплиққа айланған еди. Мошу идеягә мувапиқ, «һазирқи татарлар Волгида өз дөлитини қурған түркийтиллиқ болғарларниң әҗдатлири» дәп көрситиләтти. Демәк, һазирқи татарларниң Мәркизий Азиядә яшиған қедимий татарларға һечқандақ мунасивити йоқ дәп етирап қилинатти. М.Ерзин татарларниң тарихини тәтқиқ қилишта һәртәрәплимә яндишишниң муһимлиғини дәлиллиди. У Мәркизий Азиядики түркийтилли татарлар һазирқи татарларниң келип чиқиши вә этникилиқ таричида муһим роль ойниғанлиғини көрсәтти. Мәркизий Азиядики татарларниң тарихи бойичә хитай мәнбәлириниң мәлуматлирини топлиған алим 2012-жили «Гасырлар сере. Тайны веков »намлиқ монографиясини нәширдин чиқарди. Бу китапниң алаһидилиги, у йәрдә көтирилгән мәсилиләрниң һәрхиллиғи, йәни қедимий татарларниң вә Турпан дөлитидики оттура әсирләрдики уйғур мәтбәәчилиги тарихи вә Қазақстандики татар диаспорисиниң мәсилилири көрситилгән. Униң новәттики, 2015-жили йоруқ көргән «Из глубины Евразии» намлиқ китавида Япониядики вә Манҗуриядики татарларниң тарихи тәтқиқ қилинған. Қошумчә қилсақ, қедимий уйғур тилиниң мутәхәссиси Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» китавиниң үч вариантытини Түркиядә нәшир қилдурған түркшунас алим Рашид Арат Манҗуриядә туғулған. Бу китапта қедимий уйғурларниң тарихиму ейтилиду. Биз жуқурида тәкитлигән Мунир Ерзинниң икки китавида уйғуршунаслиқ мавзусиму алаһидә орунни егиләйду. Мошу йәрдә журналист Ядикар Сабитовниң Мунир Ерзинни «татар вә уйғур хәлқи арисидики көрүк» дәп атиғанлиғини тәкитлигән орунлуқ.
Пәқәт өзиниң миллитини сөйгән адәмла башқа милләткә һөрмәт билән қарайду, яхши көриду. М.Ерзин ахирқи жилларда өзиниң тарихий вәтини — Татарстан билән яхши мунасивәтләрни орнатти һәм бу мәмликәттиму абройи жуқури. У Татарстан Журналистлар иттипақиниң әзаси, журналистлар арисида өтидиған «Хрустальное перо» конкурсини «Туған ел» номинацияси бойичә лауреат аталди. 2005-жили Қазан шәһириниң миң жиллиғини нишанлаш тәнтәнисигә тәклип қилинди. М.Ерзин 2012- вә 2017-жиллири өткән татарларниң дуниявий конгрессиниң пәхрий қатнашқучиси. У шундақла Қазақстандики татар җамаәтчилигиниң җәмийәтлик ишлириғиму паал қатнишиватиду. Алим Алмута шәһәрлик татар миллий мәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси.
Бу күнләрдә 90 яшқа кириватқан Мунир Ибраһим оғли Қазақстанда, Татарстанда вә уйғурларниң тарихий Вәтинидә тонулған алим вә журналист. Униң қәлимигә он монография, уйғур вә татар хәлқиниң мәдәнийити һәм тарихиға беғишланған нурғунлиған мақалилар мәнсүп. Әлвәттә, бу утуқларға алим өзиниң аилиси, өмүрлүк җүпти Гүлбану һәдә, қизлири Гүлмира вә Зулфияниң қоллап-қувәтлиши түпәйли йәтти. Һазир болса, Зариф, Данияр вә Хәйриниса исимлиқ нәврилириниң қизиғини көрүп яшимақта.

Абләһәт Камалов, тарих пәнлириниң доктори, профессор.