Деһқан болмақ тәс

 

Шаири Рози Сайтиниң қисқичә тәрҗимһали

Шаир Рози Сайти 1943- йили 9-айда Хотән Гума наһийисиниң Шәйдулла дегән тағлиқ кәнтидә һәрбий казармида кона әскәр аилсидә дуняға кәлгән. 1950- йилиғичә аилә тәрбийисидә болған. 1954- йили Хотән шәһири «чайхана» башланғуч мәктәптә, 1958- йили Хотән вилайәтлик1-оттура мәктәпниң толусиз синиплирида оқуп, 1973- йили 9- айғичә болған 15 йил ичидә Хотән шәһәр Иличи йезисида, Хотән наһийә Бузақ йезиси вә «сериқот» деһқанчилиқ мәйданида деһқанчлиқ қилған. 1973- йили Қәшқәр педагогика иниститутиниң тил- әдәбият факултетиға қобул қилинип, 1976- йили оқуш пүттүргәндин кейин, Хотән наһийилик дарилмуәллимин мәктипидә вә Хотән наһийә Лаңру йезилиқ оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған.

Шаир Рози Сайти йәңгил, һессятқа бай, шеирилири билән тонулған. Уйғур бүгүнки дәвр шеирийитидә шөһрәт қазанған шаир.

Шаир өзиниң қисқиғинә һаят мусаписидә бүгүнки дәвр уйғур шеирийитигә зор төһпиләрни қошуш билән биргә, җандил билән өзини уйғур шеирийитиниң тәрәққияти вә йүксилишигә беғишлиди.

Рози Сайти йеңи дәвр уйғур шеирийитидә бәлгилик тәсиригә игә шундақла әдәбият саһәсидики тәсиридин авам – хәлқ арисидики тәсири чоң шаир. Униң шеирлири һаятниң һәр бир булуңлириғичә йетип берип, хәлқимизниң һалиға муңдаш, дәрдигә дәрман болди.

Деһқанлар турмушини асасий тема қилған. Шундақла деһқанлар турмушини вә һаятини образлиқ әкс әттүрүш билән биргә уларниң идийиви һесисятини ипадилгәнлики, һаят ретимиға маслишип услуби йәңгил, тили аммибаб һазир җаваблиқи билән өзигә хас иҗадийәт алаһидиликини шәкилләндүргән, һәм «Деһқан шаири» дәп тәрипләнгән.

Шаир толуқсиз оттура мәктәптә оқуватқан чағлирида әдәбий иҗадийәткә һәвәс бағлиған болуп, 15 йиллиқ деһқанчлиқ һаятидиму әдбий иҗадийәт мәнтиқисини учүрүп қоймиған. 1973- йили «Қәшқәр гезити» дә елан қилнған «Деһқанму болди дашөсиң» намлиқ шеири билән мәтбуатларда әсәр елан қилишқа башлиған. Униң һазирғичә «Қаштеши ривайити», «Шеирий чөчәкләр», «Бу қиз кимни таллисун», «Мәрһаба», «Хиялдин төрәлгән хияллар», «Өй алмиғин, өйләнмигин, өлимигин» қатарлиқ шеирий дастанлар топлимини нәшир қилған. Алаһидә тәкитләп өтүшкә тегишлики шуки униң шеирлири көп болуплар қалмастин бәдиий җәһәттиму алаһидә юқири, шу сәвәбтин изчил һалда әдәбият саһәсидикиләрниң юқири баһасиға, авам – хәлқниң сөйүп оқишиға муйәссәр болди. У 15 йил деһқан болғиниға вә өзигә «Деһқан» дегән тәхәллусни қойғиниға лайиқ изчил һалда деһқанлар турмушини күйләп кәлди. Вә әсәрлирини баштин ахири деһқанларға чүшиншлик болған җанлиқ хәлқ тилини қоллинип әсәр язди. Шуңиму униң әсәрлириниң тили раван, асан әстә қалидиған, хәлқ қошақлириға охшайду. Шаир өзиму өзини «Қошақчи» дәп атайду.

Рози Сайти «Чүшнамә» қатарлиқ 12 парчә дастан, баллада, 1000 парчидин артуқ шеир вә робаи язған. Униң «Қаштеши ривайити», «Көңүлдики гәпләр», «Муһәббәттин пүткән нахшилар», «Робаийлар», «Туюқлар», «Паһ,деһқанниң һәйкили» қатарлиқ 10 нәччә парчә дастан вә шеирлар топламлири нәшир қилинған. Бир қисим шеир вә һикайилири хәнзу тилиға тәрҗимә қилинған вә әдибият дәрсликлиригә киргүзүлгән.

Рози Сайтиниң «Аһ, мениң миллитим», «Деһқан болмақ тәс», «Деһқан йиғлайду» қатарлиқ бир түркүм шеирлири җамаәтчилик ичидә күчлүк тәсир пәйда қилған. «Деһқан йиғлайду», «Чүшнамә», «Балилар пулға зар, чирикләр бәдхәҗ», «Барат язған һикайә», «Йипәк йолида нуруз» қатарлиқ дастан, шеир, һикайә вә телевизийә бәдии сәнәт филимлири; «Бу җаһан», «Җаһан кәңри, йол кәңри» қатарлиқ көплигән нахша тикистлири дөләт вә аптоном раюн дәриҗилик иҗадийәт мукапатлириға еришкән. Шаир 2001- йили «Уйғур гилими» намлиқ әсири билән 11- нөвәтлик Шинҗаң «Хантәңри әдибият мукапати» ға еришкән.

Рози Сайти 2001- йили 9- айда кесәллик сәвәби билән Хотән шәһридә вапат болди. Шаир Рози Сайтиниң вапати уйғур әдәбият сәнити үчүн зор йоқутуш болди. Шаир өзиниң әсәрлири билән әл қәлбидә мәңгү ядлиниду…

Рози Сайтиниң вәкел характерлик шеири

 

Деһқан болмақ тәс

Шаирмән қилмиғач ялғанға һәвәс,

Сөзләймән һәқ гәпни,  ялғанни әмәс,

Бир от бар ялқуни қәлбимдә пәвәс,

Шу отниң өртиши әтти мини мә с,

Мәстликтә дәвалай,  лекин мән пәхәс,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Аләмниң абади диһқан тәридин,

Чөлләрниң гүллиши униң бәһридин,

У бақар шәһәрни,  кичип мәридин,

Униң йоқ тамаси, тахта-пәридин,

Пәрқи йоқ төһпидә һәсәл һәридин,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

У мөмин,  бәк юваш, садда- мулайим,

Бошимас алқини кәтмәндин даим,

Дәр: ишләй болса сақ йәттә әзайим,

Тәқдирдә : етиздин елинмишлайим,

Рисқимни, әҗримни бәрсун худайим,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Парағәт дилбири ачқичә қуюн,

Төт пәсил тохтимай көрситәр уюн,

Қишта суғ,  язда уп, баһарда қуюн,

Гаһ кәлкүн,гаһ туму қисқузар буюн,

Дәр қисмәт : җапаға хам кикир- туюн,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Қарашлиқ кара бар униң бешиға,

Йүгрәйду өстәңгә – дамба қешиға,

Вақитниң ашқини етиз ишиға,

Қоруқлар мас кәлмәс һәргиз йешиға,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

У- өкүз тинимсиз тартиду сапан,

Шакрап тәр дәстидин шорлайду чапан,

Көйүду чуққиси,  көйүду тапан,

Чак-чак йерилип қанайду алқан,

Әмма у вайҗанлап көтәрмәс чоқан,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс

 

Теримниң кәйнидин майса пәрвиши,

Һә – димәй булиду йиғим тәвриши,

Етиздин бошиса өйниң тәшвиши,

Ишәкниң һаңриши,  қойниң мәриши,

Йил буйи өксмәй пишип тәрлиши,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Китимән дәватқан осиниң неми,

Мени тап дәватқан оғутниң кеми,

Үшшүймән дәватқан қонақниң хеми,

Турса сирт алвиңи,  өзиниң ғеми,

Талҗиқса- һериқса кесилип деми,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Келиду байрамлар айәмгә туташ,

Диһқанниң байрими оташ һәм путаш,

Ой- пикри һейт әмәс һосулни бодаш,

Айәм шу қазнаққа кирсә көпрәк аш,

Мәшрби- матеми хаманда адаш,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

 

У әмәс унвандар тәләйлик киши,

Тошмайду бир өмүр пинсийә йеши,

Йоқ төмүр тавақта өзүлмәс еши,

Йоқ мааш – дәриҗә өстүрүш иши,

Айда сақ оттузкүн ишләр яз- қиши,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Чоң- кичик шинчиләр юқлимас уни,

Тәнҗияму шуйҗияму яқлимас уни,

Каникол тәтилләр сақлимас уни,

Йоқлайду,  сақлайду җапа хас уни,

Шу хаслиқ бағашлап сөйәр рас уни,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

У тәргән пахтидин бизниң үсти баш,

У чәшләп йиғқан дан бизниң йигән аш,

Һәм шуниң тәхсигә чиққан гөш- отяш,

Убаққан пилидин бизниң йотқан таш,

У болғач мәрт һатәм биз мушундақ шаш,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Мән, сән,  у сәһралиқ йезидин әсли

Димәк биз әслидин диһқанниң нәсли,

Нислидин ятлашқан көрмәс бәхт пәсли,

Қәдрини билгәнгә у иллиқ йәсли,

Йәслигә сөзмсун қол,  аяз пәсли,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Бәзиләр диһқанни сағар калидәк,

Сағқанчә билинәр сүти чалидәк,

Өзила ақ, диһқан көңли алидәк,

Муңланса туйилар төһмәт- ялидәк,

Рисқиға чаң салар өгәй балидәк,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Бәзиләр кәттиғу әҗәп соллишип,

Һилиси йилсири барди моллишип,

Сәһнидә түзишип тохтам қоллишип,

”Катлинип ашти“ дәп доклат йоллишип,

Мукапат елишти төрни голлишип,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Әллик күн туруқлуқ төһпә әмгики,

Йил буйи ишләтти һашар бәглики,

Рәт қилса төләм бар,  қалтис дәллики,

Әрз қилса чақунда қалар пәллики,

Диһқанға мушундақ яшаш тәңлики,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Өзиләй дигәндә мағдур йилиги,

Юқурға аңлинар әрз- тилиги,

Һал сурап килишәр хизмәт үмиги,

Йитәмду йилға дәп озуқ – йимиги,

Бари бар нәһаҗәт, у-бу димиги,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Диһқан дәр тәкшүрүп кәлгән үмәккә,

Охшайду һалимиз әтсиз мунәккә,

Биз гоя қарчуға ; Чүшкән түнәккә,

Муһтаҗ биз йоруққа, бир яр – йүләккә,

Димәймиз бугәпни сиздин буләккә,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Сақ туруп икки қол – икки путимиз,

Дәп туруп пайдилиқ пәйтни тутимиз,

Тутқанчә бошишип һәсрәт ютимиз,

Кимләрниң пәйлидин набут путимиз,

Қачанму утулмай,  йиңип утимиз,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Җәдивәлләр аштиға йоллайду санни,

Алиду сүпүрүп ахирқи данни,

Алдайду дөләтни,  селип зиянни,

Почилиқ,  ночилиқ,  қийнайду җанни,

Җәриман тохтимай колайду янни,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Юрт- юрттин тәңләйду,  көңләк, чапан-кәш,

Һәшқалла ейтимиз болсиму нимкәш,

Бизшундақ тиләмчи,  гадай көңли ғәш,

Қиззиқ иш йәр мунбәт,  һәр хаманда чәш,

Билмидуқ ким җәмшит, кимләр ләйливәш,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Көрдүңлар һалимиз шуқәдәр начар,

Қазнақлар қуп- қуруқ, чашқанму қачар,

Йәй дсә түгиди,  йимисә ачар,

Биз ничүн буп қалдуқ бу һалға дучар,

Кәтсәңлар “Чақтиң“ дәп қәһрини чачар,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Оғутму пул дәйду,  ялтирақму һәм,

Түгмәнму пул дәйду,  җинчирақму һәм,

Пул дәйду тағарму,  тухинақму һәм,

Пул дәйду йолдики боғинақму һәм,

Пул қени ? Пул нәдә? Ғәм үстигә ғәм,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Дисиму мәркәздин бай болсун диһқан,

Кимгидур яқмиғач диһқанға яққан,

Һәддидин ашмақта “ үч қалаймиқан,

Бәс әмди күтәрмәй болмайду чоқан,

Чачмиғин селиқкәш,  йүз- көзгә қуқан,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Диһқанниң бәхтигә санима қара,

Диһқанниң қәлбини әйлимә яра,

Диһқанниң йолиға қазмиғин ора,

Ким диди ”диһқанниң қенини шора,

Диһқанниң бешини сила һал сора,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Диһқанму яшисун,  күлсун, яйрисун,

Диһқанму җараңлиқ үндә сайрисун,

Диһқанму көклисун,  өссун- айнисун,

Қазини май көрсун,  пат-пат қайнисун,

Уһ…. Дисун, һейт – байрам мәшрәп ойнисун,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

Сән биздәк гәдини қатқан нәдә бар ?

Мивә йәп шахқа тиғ чапқан нәдә бар?

Туз бәргән тузлуқни чаққан нәдә бар ?

Диһқандәк әл – юртни баққан нәдә бар ?

Ейтмисақ болмайду униң дәрди бар,

Җаһанда һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Шаирмән диһқанниң бағрида өскән,

Шаирмән у бәргән зағрида өскән,

Шаирмән униң аш тағрида өскән,

Шаирмән той көргән нағрида өскән,

Ялғанни язмақтин раст сөзләш тәскән,

Тәс дисә һәммидин диһқан болмақ тәс.

 

Мәнбә :  http://www.uyghurensemble.co.uk

 

21.02.18