Uyghur poéziyesi

     Уйғур шаирлириниң тунҗи чәтәл тиллиридики шеирлар топлимини мәрһум иним доктор Абдуреһим Турсун билән биргә чиқарған идуқ.

 Нәбиҗан Турсун ( тарих пәнлири доктори)

   Биз Уйғурлар өз хәлқимизни әтраплиқ чүшәнсәкму, өз хәлқимизниң тарихтики вә йеқинқи шанлиқ төһпилиридин нәқәдәр пәхирләнсәкму шуниңдәк хәлқимизниң илим-пән, мәдәнийәт, сәнәт , маарип , тил-әдәбият вә башқа барлиқ саһәләрдә дуня билән тәң қәдәмдә кетиватқан һәм қәдими һәм заманиви хәлқ икәнликимизни яхши билсәкму, бирақ биз һәққидә тонушлуқи кәмчил хәлқләрниң һәммисиниң буларни билиши натайин, ваһаләнки, йеқинқи бир қанчә йил ичидә Уйғур хәлқи дуняви қизиқиш қозғимақта шуниңдәк хәлқимизниң юқирида тәкитләнгәндәк дунядики һечқандақ илғар хәлқләрдин арқида әмәс бир хәлқ икәнликини чүшинишкә болған интилишләр ашмақта һәм чүшинишләр пәйда болмақта. Мана бу һәм бизгә болған һесдашлиқниң йәнә бир мәнбәсидур!

   Йеқинқи йиллардин әнә шундақ қизиқишларниң ипадиси сүпитидә бир қисим америкалиқ Уйғуршунас мутәхәссисләр бир қисим Уйғур яш шаирлириниң шеирлирини инглиз тилида тәрҗимә қилип тарқитишқа башлиди, йәнә бәзиләр болса Уйғур әдәбияти бойичә мәхсус диссертатсийәләрни вә мақалиларни язди. Һәтта Абдуреһим Өткүрниң әсәрлири вә башқа әдибләрниң бир қисим проза әсәрлириму дунядики бәзи чоң тилларға, мәсилән, инглиз, япон, түрк вә башқа тилларға тәрҗимә қилинип нәшир қилинди.

    Һазирқи заман Уйғур әдәбиятини дуняға тонуштуруш арқилиқ Уйғур мәдәнийитини дуняға тонуштуруш қәдимини кәминә 1993-1996-йиллири арисида Москвадики Русийә пәнләр академийәсидики доктурлуқ үчүн оқуш җәрянида башлиғанидим. Бир қисим рус шәрқшунаслириниң қизиқиши билән Шәрқий Түркистан Уйғур даңлиқ язғучилириниң проза вә поезийә әсәрлиридин талланмиларниң антологийәсини рус тилида тәрҗимә қилип тәййарлап, арқидин инглизчә вә башқа тилларда чиқиришни пиланлиғанидим. Шу пилан бойичә алди билән һазирқи заман Уйғур әдәбиятиниң шеирийәт жаниридин надир үлгиләрни топлап, бир топламни рус тилида чиқиришни қарар қилдим. 1995-йили, Үрүмчигә язлиқ тәтилгә барғинимда Үрүмчидики мәлум бир җурнал тәһриратиниң актип маслишиши билән бир қисим атақлиқ пешқәдәм вә яш шаирларни топлап, йиғин ечип, бу пиланни оттуриға қойдум. Уйғур шаирлириниң шеирлириниң рус тилидики топлимини нәшир қилиш хәвири тездин шаир вә язғучилар арисиға таралди. Мәзкур музакиригә һәтта шаирлардин башқа йәнә пешқәдәм Уйғур Ибраһим Мутии, Шәрипидин Өмәр вә башқиларму иштирак қилди. Бу хәвәр тездин Уйғур әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмисиниң рәиси Қәюм Турдиниңму қулиқиға йетип, Қәюм Турди мән билән айрим көрүшүп, алди билән проза топлимини чиқиришни тәвсийә қилди, мән алди билән шеирийәттин башлайдиғанлиқимни ейттим. Уйғур шаирлириниң алди билә русчә, арқидин башқа чоң ғәрб тиллиридики топлимини чиқириш пиланимға дәрһал тонулған шаир- язғучилардин мәрһум Арслан, Қурбан Барат, Ўсманҗан, Муһәммәд Бағраш вә башқа исмини һазирчә бихәтәрлики сәвәбидин атимайдиған һаят шаирлар вә әдәбият нәзәрийәчилириму қизиқти. Һәтта, Уйғур аптоном райони рәиси Төмүр Давамәтму аңлап зор қизиқиш һес қилип мән билән көрүшүп, өзиниң бу ишимни қоллайдиғанлиқини билдүрди һәм хатирҗәм чиқиришимни ейтип илһамландурди шуниңдәк 1996-йили, өзиниң Абдуреһим Өткүрниң вапатиға атап язған мәрсийәсини тәрҗимә қилишни тәвсийә қилди.

    Мән әслидә Қутлуқ Шәвқи, Абдухалиқ Уйғурдин башлап,100 Уйғур әдибниң Уйғурлар әң яхши көргән, сәрхил шеирлиридин талланмиларниң тәхминән 500 бәт әтрапида бир русчә топлимини чиқиришни ойлашқанидим. Лекин, Уйғур әдәбият тарихида һечқачан болуп бақмиған ғайәт зор русчә антологийәни гүзәл рус шеирий тили билән рәсмий шеир һалитидә тәрҗимә қилиш әмгикигә бир қанчә нәпәр рус шаири, һәм биваситә Уйғурчидин русчиға сөзму-сөз тәрҗимә қилидиған адәм керәк иди. Китабни тәһрирләш, нәшир қилиш ишлири болуп барлиқ хизмәтләргә хели көп мәбләғ кетәтти, лекин һәммә киши бу топламға қизиқсиму һечкимниң мәблиғи йоқ иди. Төмүр Давамәтму қоллиған билән мәниви қоллишини билдүрүп, мәбләғ аҗритиш имканийити йоқлуқини ейтти. Ахирида бәзи шаирлар билән улар өзлириниң вә вапат болған шаирларниң, йәни Абдухалиқ Уйғурниң, Қутлуқ Шәвқиниң, Л. Мутәллип қатарлиқларниң шеирлириниң тәрҗимә чиқимлириниму болсиму чиқиришқа келиштуқ, бирақ ахирида бу иштинму ялтийиш, кәйпияти туюқсиз төвәнләш башланди вә ахирида бир қанчәйләнниң қәтий қоллишидин башқа адәм қалмай көпинчиси өзлириниң шеирлирини тәвсийә қилиш билән чәкләнди. Мән, қандақ тосқунлуқ болуштин қәтий нәзәр Уйғур шаирлириниң шеирлириниң топлимини чоқум нәшир қилиш қарариға келип, вапат болған шаирларни, шуниңдәк бу ишни қоллиған бир қисим шаирларниң әсәрлиридин талланмиларни алди билән чиқиришни қарар қилдим. Ахири 1930-1940-йиллардики миллий инқилаб дәвриниң шаирлиридин Абдухалиқ уйғур, Қутлуқ һаҗи Шәвқи, Мәмтили Тәвпиқ, Лутпулла Мутәллип, Әнвәр Насир, Қасимҗан Қәмбири, Турғун Алмас, Абдуреһим Өткүр, Нимшеһит Әрмийә дамолла, Ибраһим Турди, Әлқәм Әхтәм, Тейипҗан Әлийоф, Ибраһим Норуз қатарлиқлардин башқа йәнә Абдушуккур Муһәммәд Имин, Имин Турсун, Абдукерим Хоҗа, Рәхим Қасим вә башқиларниң шеирлиридин әң надирлирини таллидим. Бу топламға әнә шу даңлиқ инқилаби шаирларниң мәшһур шеирлириниң асасий қисми кирди. 1996-2000-йиллири арисида талланған шеирларниң русчә сөзму-сөз тәрҗимисини өзүм тәрҗимә қилип тәййарлап болдум. Бу вақитта иним Абдуреһим Турсун Қирғизистан пәнләр академийәсигә профессор вә академик, атақлиқ Уйғур алими мәрһум Әзиз Наринбайефниң аспиранти болуп оқушқа киргәниди. Мән 1998-йили бу топламни йоруққа чиқиришни инимға тапшуруп, Америкиға кәлдим, ахирқи ишларни иним өзи беҗирди. Бу җәрянда Оттура Асияға яхши тонулған, Қазақистан вә Сабиқ Совет иттипақи язғучилар иттипақиниң әзаси, атақлиқ Уйғур шаири Савутҗан Мәмәтқулофқа мәзкур топламниң русчә сөзму-сөз нусхисини берип, бирәр рус шаири арқилиқ шеирий тәрҗимигә айландурушни, йәни шеирларниң рус тилида камаләткә йәткән һалда болушиға ярдәм көрситишни тәләп қилдим. Милләтпәрвәр оғлан, мәрһум Савутҗан Мәмәтқулоф бир рус аял шаирни тепип шеирларни бирму қайтидин шеирлаштурғузди, әң ахирида һәммиси тәййар болғандин кейин, мәрһум иним бу топламға, мәрһум атақлиқ Уйғур алими Мурат Һәмрайеф тәрҗимә қилип айрим елан қилған Уйғур классик әдәбиятиниң вәкиллиридин Зәлили, Нөвбити, Билал Назимниң бир қисим русчә шеирлирини бирләштүрүп, һәр бир шаирниң қисқичә тәрҗимһалини йезип китабни тәййарлиди. Мән китабқа кириш сөз яздим вә ахириға « 20-әсир Уйғур әдәбиятиниң тәтқиқат программилири» мавзулуқ рус тилидики мәхсус тәтқиқат программамни қошуп, « Уйғур шеирийити» дегән мавзуда 2001-йили, «Қирғизистан » дөләт нәшрияти тәрипидин нәшир қилдуқ. Биз ака-ука иккимиз китабни түзгүчиләр болдуқ вә китабниң тәрҗимә қилиш, нәшир қилиш вә башқа чиқимлирини өзимиз земмимизгә алдуқ, мән Америкида җапалиқ җисманий ишләп тапқан пуллиримни әвәтип бәрдим. Шеирларниң көпини мән сөзму-сөз русчиға тәрҗимә қилғанидим вә рус шаири буларни шеирийләштүргәниди. Нәтиҗидә, Уйғур шаирлириниң шеирлири толиму гүзәл, рус шаирлиридин Пушкин, Есенин вә башқилардин қелишмайдиған гүзәл шеирий тәпәккурләрниң ипадиси сүпитидә рус тиллиқ оқурмәнләргә йетип кәлди.

    Шундақ қилип, 2001-йили, 26 Уйғур шаириниң тунҗи рус тилидики шеирлар топлими дуняға кәлди. Кейин хәвәр тапсам, 1990-йилларниң ахириғичә хитайда техичә Уйғур шаирлириниң бирәр хитай тилидики коллектип шеирлар топлими нәшир қилинмиғаникән. Мениң рус тилида тунҗи топламни чиқиридиғанлиқим хәвири оттуриға чиққандин кейин, бир мәзгил тутуш қилиш арқилиқ 2000-йилиғичә болған арилиқта тунҗи қетим бир қисим Уйғур шаирлириниң әсәрлири хитайчиға тәрҗимә қилинип, айрим коллектип топлам болуп чиқипту. Мәлум бир достум маңа « сән рус тилида, йәни, чәтәл тилида Уйғур шаирлириниң топлимини чиқиримән дәп оттуриға чиққандин кейин биз алди билән хәнзу тилида чиқиришимиз керәк дәйдиған пикир туғулди вә ахирида һөкүмәт өзи шу топламни чиқарди » дегәниди,

    1970-1980-йиллардики совет-хитай дүшмәнлик дәвридә Москва бир қисим Қазақистан Уйғур шаирлириниң шеирлиридин талланмиларни русчида чиқарған, бирақ һечқачан Шшәрқий Түркистан, йәни Уйғур елидики Уйғур шаирлириниң топлимини чиқармиғаниди.

    Қолумдики « Уйғур поезийәси» намлиқ көк ташлиқ қаттиқ муқавилиқ рус тилидики шеирлар топлими һазирғичә дуня йүзидә тунҗи қетим Уйғур шаирлириниң надир шеирлириниң талланмилириниң мәхсус бир топлам һалитидә рус тилиға охшаш явропа тиллирида чиқишидур. Мана бу хизмәтни биз ака-ука иккимиз буниңдин 20 йиллар илгири орундиған идуқ, болупму Шәрқий Түркистан Уйғурлири арисида биринчи болуп, 2003-йили, пәлсәпә пәнлири докторилиқ унваниға еришкән мәрһум иним Абдуреһим Турсун алаһидә төһпә қошқаниди.

    Иним қилған бу хизмәт Уйғурларни дуняға тонутуш, Уйғур хәлқиниң шанлиқ мәдәнийитини, мәдәнийәт кимликини вә әдәбиятини тонуштуруш ишлиридики дәсләпки төһпиләрдин санилиду. Доктор Абдуреһим Турсун виҗданлиқ, өз миллитигә садиқ, өз хәлқигә садиқ пәлсәпәшунас иди. У рус тилида « Оттура әсир Уйғур иҗтимаий-пәлсәпиви идийәлири» мавзулуқ илмий китабини нәшир қилдуруп кәткәниди. У, докторлуқ унвани елип өз вәтинигә қайтқан болсиму, ишсиз докторға айланғаниди. 2013-йили, 40 йешида иним қатму-қат бесимдин бу дунядин хошлашти. Униң өлүми мән үчүн әбәдий сир иди.