Öktebir Jamalidinow 91 yéshida alemdin ötti.

Pütün ömrini Uyghur tilshunasliqigha béghishlighan qazaqsitan Uyghur alimi wapat boldi

Пүтүн өмрини уйғур тилшунаслиқиға беғишлиған қазақситан уйғур алими вапат болди

RFA/Oyghan

Йеқинда Қазақистанниң Алмута шәһиридә уйғуршунас алим, филологийә пәнлириниң намзат доктори, педагог вә пүтүн өмрини уйғур тилшунаслиқиға беғишлиған Өктәбир Җамалидинов 91 йешида аләмдин өтти.
Мәлуматларға қариғанда, Өктәбир Җамалидинов өткән әсирниң 60-йиллириниң башлиридин тартип уйғур тилшунаслиқи саһәсидә актип паъалийәт елип барған уйғур алимлириниң бири. У мәзгилләрдә совет иттипақида уйғуршунаслиқ елими кәң тәрәққий әткән болуп, буниңда болупму әйни чағларда Қазақистан пәнләр академийәсиниң тилшунаслиқ институти тәркибидә ечилған уйғуршунаслиқ бөлүми, андин-1986 йили қурулған уйғуршунаслиқ институти муһим рол ойниған. Мәзкур институт он йил мәвҗут болған болсиму, тил, әдәбийат, сәнъәт, тарих, етнографийә саһәлиридә көплигән алимлар йетилип чиқип, уларниң бәзилири дунйа миқйасида мәшһур болғанкән.

Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң көп тиллиқ билим бериш институти «шәрқ филологийәси вә тәрҗимиләр» бөлүминиң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң намзат доктори Халминәм Мәсимова ханимниң ейтишичә, өткән әсирниң 60-90-йиллири тилшунаслиқ уйғуршунаслиқ елиминиң алдинқи қатарлиқ саһәси болғаникән.

У мундақ деди: әлвәттә, тонулған тилшунас алим Өктәбир Җамалидиновниң вапат болуши Қазақистан уйғуршунаслиқ елими үчүн чоң йоқитиштур. У 1965-йили «һазирқи заман уйғур тилидики рәвиш дәриҗиси» мавзусида диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик йақлап, филологийә пәнлириниң намзати илмий дәриҗисини елишқа мувәппәқ болди. Алим 1966-йили нәшр қилинған «һазирқи заман уйғур тили» намлиқ монографийә апторлириниң бири болди, «уйғур тили» (әмәлий курс) вә «уйғур тили фразеологийәсиниң изаһлиқ луғити» намлиқ китаблири нәшр қилинди. 1993-йили мәзкур луғәт толуқлинип, кеңәйтилип, шу нам билән чоң һәҗимлик китаб болуп йоруқ көрди. Өктәбир Җамалидинов пәқәт тилшунаслиқ саһәсидила ишләп қалмай, бәлки уйғур хәлиқ еғиз иҗадийитиниң муһим саһәлириниң бири болған қошақларни топлаш вә нәшир қилиш ишлириниму биллә елип барди. 1979-йили «уйғур хәлиқ қошақчилири», 1988-йили болса «уйғур хәлиқ қошақлири» намлиқ китаблири нәшир қилинди. Униң әмгәклири тилшунас вә әдәбийатшунас алимлар, алий оқуш орунлири вә оттура мәктәп оқутқучилири һәм оқуғучилири үчүн муһим мәнбә болуп хизмәт қилиду.

Халминәм Мәсимова 1991-йили академик Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң туйуқсиз вапат болуши, 1996-йили уйғуршунаслиқ институтиниң йепилиши сәвәбидин нурғунлиған йаш алимларниң башқа саһәләргә кетиш әһваллириниң йүз бәргәнликини, ақивәттә уйғуршунаслиқ институтиниң орнида ишләватқан уйғуршунаслиқ мәркизи хадимлири саниниң кәскин қисқирип, һәтта униң йепилиш хәвпиниңму туғулғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, Өктәбир Җамалидинов өткән әсирниң 90-йиллири тилшунас алимлар билән бирликтә төрт томлуқ «уйғур тилиниң изаһлиқ луғитини» түзүшкә зор һәссә қошқанкән. Лекин мәзкур әмгәк бәзи сәвәбләр түпәйли нәшир қилинмай қалғаникән.

Өктәбир Җамалидинов 1930-йили Алмута вилайити уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида дунйаға кәлгән. Униң балилиқ чеғи иккинчи дунйа уруши дәвридә бәк еғирчилиқта өткән икән. У 1956-йили Оттура Асийа дөләт университетиниң шәриқ факултетини тамамлиғандин кейин, туғулған йуртидики оттура мәктәптә муәллим болуп ишләйду. Өктәбир Җамалидинов 1960-йили Қазақистан пәнләр академийәсиниң аспирантурисиға уйғур тили мутәхәссислики бойичә оқушқа чүшиду. У тилшунаслиқ институтиниң уйғуршунаслиқ бөлүмидә ишләп йүргән чағлирида, йәни 1965-йили өз тәтқиқати асасида илмий унванға муйәссәр болиду. Алим 1980-йилдин башлап узун йиллар мабәйнидә педагогикилиқ паъалийәт билән шуғуллинип, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан.

Радийомиз зийаритини қобул қилған Өктәбир Җамалдиновниң йуртдиши вә шагирти, «атамура» нәшрийати уйғур тәһриратиниң башлиқи Малик Муһәммидинов әпәнди мундақ деди: Өктәбир Җамалидинов Алмута шәһиридики алий мәктәпләрдә 30 йилдин ошуқ вақит оқутқучилиқ қилип, сансизлиған муъәллимләр, журналистлар, алимлар қошунини тәййарлиди. Устазимиз даңлиқ алим болуш билән бир қатарда йүксәк адимий пәзиләтләр саһиби еди. У өзидин кейин бай илмий мирас қалдурди. Өктәбир Җамалидин оғли шундақла мәктәп дәрсликлири билән оқуш қолланмилирини йезип, миллий маъарипимиз йүксилишигә сезиләрлик һәссә қошти. 1980-йили Абай намидики қазақ педагогика институти филологийә факултети йенида уйғур бөлүми ечилди. Мәзкур бөлүм ечилған әң дәсләпки күнләрдин етибарән Өктәбир Җамалдинов шу бөлүм оқуғучилириға уйғур тили, уйғур тилини мәктәпләрдә оқутуш пәнлиридин лексийәләр оқуди. Алаһидә тәкитләш лазимки, Өктәбир ака шу йиллардила алий мәктәп оқуғучилириға беғишланған бир нәччә дәрслик, көнүкмиләр топламлирини, шундақла оттура мәктәпләрниң 7-синиплириға беғишланған уйғур тили вә униң методикилиқ қолланмилирини йезип, көпчиликниң диққитигә сунди.

Игилишимизчә, Өктәбир Җамалидиновниң алимлар Савут Моллавутов вә Қурбан Тохтәмов билән һәмкарлиқта уйғур мәктәплири үчүн тәййарлиған тунҗа чоң әмгики болған 8-синипи уйғур әдәбийати дәрислик-хрестоматийәси 1962-йили йоруқ көргәнкән. Андин униң башқиму алимлар, устазлар билән бирликтә тәййарлиған уйғур тили бойичә оқуш қораллири һәр хил йилларда нәшр қилинип кәлгән. Өктәбир Җамалдинов Абай намидики қазақ педагогика институтидики уйғур бөлүмидин ташқири йәнә 1990-2000-йиллири Әл-Фараби намидики қазақ дөләт университети журналистика факултетиниң уйғур оқуғучилириға, шундақла Алмута хәлиқара журналистика(ахбаратчилиқ ) институтидиму уйғур тилидин дәрис бәргән. Униң шагиртлири илмий-тәтқиқат институтлирида, нәшрийатларда, мәктәпләрдә вә башқиму саһәләрдә ишләп кәлмәктикән.

© https://www.rfa.org/…/alemdin-otti-04052021162008.html