Molla_Arip_Xoteni
Молла Арип Хотәни
Мол мәзмунға игә қиммәтлик мәхсус әсәрләрниң аптори болған уйғур тибабәт алими Молла Арип Хотәни, һазирқи Хотән наһийисиниң ғәрбий шималидики илчидин он километир йирақлиқтики Ласкуй йезисда милади 1564-йили мәрипәтпәрвәр аилидә туғулуп, 91 йешида вапат болған. Мазири һелиму һәм Ласкуй йезисниң дәң мәһәллисидә болуп, сәрдари вәлий йулла мазири дәп атилиду. Йәрлик хәлқ уни җанлиқ тилда сәргән мазардәпму атайду.
Мәзкур алим балилиқ дәвридин тартип 20нәччә йашлириғичә Хотәндә өз атиси молла Сәлим Ахунумдин вә шу дәврниң алималиридин илмий нәһви (гирамматика), илми шәриф (синтакис), илми тәҗвид(фонитика), илми фиқһи(шәриәт илми), илми тәфсир, илмий һәдис, илми мәнтиқ вә илми тин қатарлиқ пәнләрни өгәнгән. Тибабәт илмидә һәр қайси пәнләрни өгинишкә, болупму йәккә дориларниң тәбиити, хусусийити вә ишлитилиши; Мурәккәп дориларниң лайиһәләштүрүлүши,йасилиши, йәни давасазлиқ илмини өгинишкә алаһидә әһмийәт берип, хели йуқири сәвийигә йәткән. Алим 28 йашқа киргәндә бовиси молла алим дамолла һәзрити уни тибабәт илмидә техиму йуқири билимгә еришсун дәп, әйни заманда һаҗи иккинҗи устаз Әбу Нәсир Фарабиниң шагиртлиридин дәп қаралған йәкәнлик тиббий алим Улуғбәг Йәркәндиниң һозуриға тибабәт бойичә билим ашурушқа әвәткән. Алим бу пир устаз алдида нәзирийә җәһәттә уйғур тиббий алими Убулһәсән Қәршиниң муҗизилқанунини, кесәллик тәшхси (диагнози)җәһәттә шәрһи әсбабни, кесәллик давалаш җәһәттә әлқанунниң үчинчи җилтини, тәзкирә тул әнтаки вә фирдәвсулһекмәт қатарлиқ китабларни өгәнгән һәмдә тибабәт ишханилири вә давасазлиқ карханилириниң һәммисигә кирип, әмәлий тибабәт саһәсидә хели чениққан, кейин мәзкур пир устазиниң әмри билән Һендистанниң Сәһинди дигән шәһиригә берип, Һәйдәр Әлихан Саһиб дигән тибабәт устазиниң һозуриға берип йәнә 3 йил билим ашурған. У йәрдин Йәкәнгә қайтип, бир мәзгил пир устазниң хизмитидә болғандин кейин, йурти Хотән Лайкусға қайтип келип, Хотән хәлқиниң сақлиқни сақлаш ишлири үчүн җан көйдүрүп ишлигән вә нурғун қиммәтлик әсәрләрни йезип уйғур тибабитигә өчмәс төһпиләрни қошқан. Уйғур хәлқиниң тибби алими Молла Арип Хотәни әйни йилларда күндилик ишлири тәртипини зич орунлаштуруп, бир тәрәптин чүштин бурун айиғи үзүлмигән бимарларни бир тәрәп қилса, йәнә бир тәрәптин, чүштин кейин шагиртлири вә талипларға дәрс өткән. Йәнә биртәрәптин кәчлири қиммәтлик тәҗрибилирини йәкүнләп парсчә гүлдәстәи афийәт(сағламлиқ гүлдәстиси), чағатайчә түрки дәстурулилаҗ(түркичә давалаш қолланмиси),парсчә муҗәррәбати ариф(ариф арипниң тәҗрибидин өткән ритсиплири), әрәпчә әсирарулнәбзи вәлбәвли вәлбираз(томурниң вә чоң — кичик тәрәтниң сирлири), парсчә рисаләи фәсәд вә һиҗайәт (қан елиш, шәхәк қуйуш һәққидә рисалә ) қатарлиқ нурғунлиған китабларни йазған. Бу улуғ зат Хотән дийари миқйасидила әмәс, бәлки пүтүн Тарим вадиси даирисидин кәлгән ни-ни бимарлаға шипалиқ елип кәлгән. Нурғун шагиртларни йетиштүргән вә йуқарқидәк нурғунлиған бибаһа әсәрләрни йезип, даңлиқ тиббий алим болуп тонулған, алимниң бу төһпилири һазирғичә қәдәр әвладму-әвлад тилларда дастан, дилларда йад етип кәлгән.
Буниңдин бурун, биз пәқәт мәзкур улуғ алимниң бир — икки әсири барлиқидинла аз тола хәвәр тапқан идуқ. Әмдиликтә бәзи дәсләпки издинишләр арқилиқ, униң аз дегәндә 5~6 хил аз тепилидиған мәхсус әсәрлири барлиқини билдуқ. Әпсуски көп қисимини техи көрүшкә муйәссәр болалмидуқ, ишинимизки, мәзкур гөһәрләр тепилса уйғур тебабәтчилик илми саһәсидики нурғун бошлуқлар толдурулуп, ғайәт зор илмий күчни намайән қилғуси.(© давайи тор бети)