Понедельник, 23 декабря, 2024
Аммибаб

Milli Armiye

Шәрқий Түркистан Миллий Армийәсиниң дәсләптә һәрбий мәктәп пүттүргән ахирқи офитсериниң кәчмишлири

Нәбижан Турсун ( тарих пәнлири доктори)

Бу йил, 12-нойабир күни 1933-йили қурулған Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийитигә 86 йил, 1944-йили, 12-нойабир күни Ғулжида қурулған Шәрқий Түркистан Җумһурийитигә 75 йил тошти. Биринчи қетимлиқ Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң шаһитлири һазир йоқ болсиму, әмма иккинчи җумһурийәткә шаһит болғанлар наһайити аз санда һайат йашимақта. Әнә шуларниң бири сабиқ Шәрқий Түркистан Миллий Армийәсиниң порудчики, Алмутадики 93 йашлиқ Абдуллаҗан әпәндидур.
У Миллий Армийәниң тунҗи офитсерлиридин бири иди.

Абдуллаҗан әпәнди, 1944-йили, нойабирда Ғулҗа қозғилиңи партлиғанда қозғилаңчилар қатариға қошулған вә кейин Миллий Армийәгә қатнишип, Ғулҗа запас 4-полки вә ахирида «Азад нишанлиқи 2-полк» та баталйон сийасий комиссарилиқ, штаби башлиқлиқ дәрижисигичә көтүрүлгән болуп, Шәрқий Түркистан Миллий Армийәсигә таки 1950-йилиғичә офитсер болуп хизмәт атқурғаниди.
Абдуллаҗан әпәнди, Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң 75 йиллиқи мунасивити билән өзиниң Шәрқий Түркистан Җумһурийити дәвридә көргәнлири вә болупму Миллий Армийәдики мусапилирини әсләп өткәниди.
Шәрқий Түркистан Җумһурийитиниң қурулушиға шаһит болған Абдуллаҗан 1944-йили, 7-нойабир күни Ғулҗа қозғилиңи партлиғанда Или гимназийәсиниң оқуғучиси иди.
Шәрқий Түркистан Җумһурийити һөкүмити партизанлири 1944-йили, 11-айниң 21-күни Қорғас, йәни Чилпәңзә наһийәсини азад қилип, Сүйдүңни қоршиған вә Ғулҗа шәһиридики Һәрәмбағ, айродром вә Лаңшаң қатарлиқ үч нуқтиға киривалған дүшмән қошунлиригә қоршап зәрбә бериватқанда, 12-айдин башлап, Қорғаста һәрбий офитсерларни тәрбийәләш курси ачқан. Абдуллаҗан, әнә шу курсқа таллинип, 1945-йили, 2-айдин башлап иккинчи түркүмдики офитсерлар болуп тәрбийәләнгән.
Абдуллаҗанниң әслишичә, шуниңдәк мәзкур курста униң дости Осман Тайирофму мәхсус тәрбийә көргәниди. Кейин Осман Тайироф, Миллий Армийәниң мусапилири һәққидә әсәр йазған болуп, у Миллий Армийәниң мәзкур тунҗи курсиниң әһвали һәққидиму мәлумат қалдурған.
Осман Тайирофниң хатирилишичә, Шәрқий Түркистан һөкүмитиниң мәзкур биринчи қетимлиқ һәрбий курси 1944-жили 1-декабир күни башланған болуп, бу, 425 тин артуқ уйғур, қазақ, рус, татар, өзбек, туңганлардин тәркиб тапқан офитсерларни тәййарлаш қисқа муддәтлик (3 айлиқ) һәрбий курси иди. Оқутқучилар Совет иттипақидин кәлтүрүлгән болуп, һәр күнлүк дәрс мәшғулати 11 саәт қилип бәлгиләнгән. Курсантлар партизанлар ичидин төвәндики шәртләргә лайиқ һалда таллап елинған:

  • биринчидин, 6-синиптин йуқириқи мәлумати болуши керәк,
  • иккинчидин, тән саламәтлики йахши болуши керәк,
  • үчинчидин, 18 йаштин 25 йашқа қәдәр болуши керәк, тән қурулуши вә жисманий қуввити, пәм-парасити, әқил-идраки қатарлиқ адәмләрдә болидиған хусусийәтләр йахши болуш асасий өлчәм қилиниши керәк.
    Биринчи қетимлиқ курс пийадиләр офитсерлирини тәрбийәләш болуп, 425 адәм 10 визвотқа бөлүнүп, қаттиқ тәрбийәлинип, 1945-йили, 28- феврал күни пүттүргән. 2- қетимлиқ курс, 3-айдин башланған болуп, әнә шу өлчәм бойичә 460 курсант қобул қилинип, 6 айлиқ қаттиқ тәрбийиләштин кейин, 1945-йили, 8-айларда оқуш пүттүргән. Бу офитсерлар Миллий Армийәниң һәр қайси қисимлириға тәқсим қилинған. Абдуллаҗан иккинчи түркүмдә тәрбийәләнгән болуп, у Ғулҗа запас 4-пийадиләр полкиға тәқсим қилинған, у кейин азад нишанлиқ 2-полкта турған.
    Қорғастики һәрбий курста тәрбийәләнгән дәсләпки 425 офитсер 1945-йили, 8-апрел күни Миллий Армийә қурулған чағда һәр қайси қошунларға тәқсим қилинған.
    Қорғаста ечилған мәзкур қисқа муддәтлик офитсер тәрбийәләш курсида Совет иттипақи һәрбий мәктәплириниң совет-герман уруши мәзгилидики қисқа муддәттә офитсер тәрбийәләш мәктәплириниң дәрс өтүш усули ишқа селинған болуп, буниңда болғуси оитсерларға тактика, гарнизон қаидиси, хәритә сизиш вә хәритә билән шуғуллиниш, һәрбий интизам вә қаидә, уруш қилиш сәнити, йәни һужум қилиш, чекиниш, мудапиә вә башқа һәр хил тактикилар сөзләнгәндин ташқири йәнә һәр хил йеник қораллар, мәсилән һәр хил пилимот, аптомат вә башқиларни ишлитиш, сапйорлуқ, йәни душмән арқа сәплиридә мина қойуп партлишиш техникисиму өгитилгән.
    Бирақ, иккинчи қетимлиқ курсниң вақти узунрақ болуп, 6 ай қилинған. Буниңда болғуси офитсерлар техиму мукәммәл йетишкән. Мана булардин башқа йәнә 25 адәм, йәни 12 уйғур, 12 рус, бир қазақ мәхсус радистлиқта тәрбийәләнгәниди. Мана шу 1000 ға йеқин киши Шәрқий Түркистан Миллий Армийәсиниң дәсләпки мәхсус заманиви һәрбий офитсер курсини тамамлиған дәсләпки офитсерлардин иди.
    Арқидин 1945-йили 7-айдин вә 1945-йили, 9-айлардин башлап Байанда рәсмий Миллий Армийә һәрбий мәктипи қурулуп, Совет һәрбий мәктәплириниң 3 йиллиқ дәрсни бир йилда оқуп болуш өлчими билән пийадә вә атлиқ қисимларниң офитсерлирини тәрбийәләш башланди. Бу мәктәпни Әхмәтжан Қасими өзи биваситә қурған һәм пат-пат сийасий дәрс берип турған.
    Қисқиси, башта Қорғастики һәрбий курста руслар дәрс бәргән болса, Байандайдики мәктәптә пүтүнләй уйғурлар өзлири уйғур тилида дәрс өткән болуп, Шәрқий Түркистан Җумһурийити өз офитсерлрини өзлири тәрбийәләп чиққаниди. Булардин башқа йәнә оттура йөнилиш вә жәнубий йөнилиштиму офитсер тәрбийәләш курси ечилип бир қисим офитсерлар тәрбийилинип чиққан.
    Шуни әскәртиш мумкинки, Шәрқий Түркистан Җумһурийити Миллий Армийәси 1945-йили, 8-апрел рәсмий қурулғанда жәмий 7 полк, 5 мустәқил баталйон, бир ескадрондин тәркиб тапқан болуп, 1945-йилиниң ахириға кәлгәндә 17 полкқа көпәйгән һәмдә Миллий Армийәниң пийадә поклириниң һәммиси, Манас дәрйаси бойида мудапиә турғаниди. Абдуллаҗанму Манас дәрйаси бойида турған.