Kroran qachan, qandaq seweb bilen weyran bolghan?
Кроран қачан, қандақ сәвәб билән вәйран болған?
Вақти: 2012-03-01 / түри: Лопнур һәққидә
Кроранниң қачан қурулғанлиқи һәққидә мәлумат йоқ, лекин биз пакитларға асасән бу шәһәрниң миладийидин хели бурунла қурулғанлиқини пәрәз қилишқа һәқлиқмиз. Чүнки миладийидин бурунқи иккинчи әсирдики вәқәләргә четилидиған Кроран Лоп көлигә йүзлинип туридиған шәһәр, шундақла Кроран дөлитиниң пайтәхти иди, биз мана мушуларға асаслинип бу шәһәрниң миладийидин бурунқи 2 – әсирдин хели бурунла қурулған бир шәһәр икәнликини көрситип өтимиз. Бу шәһәр әтрапидики үч бурҗәк район, йәни Көнчи вә Тарим дәрйа әтраплирида пәйда болған бостанлиқлар наһайити қәдимки дәврдә, кейин дегәндиму ушшақ таш қораллар дәвридин башлап инсанларниң паалийәт орни болуп турған, шуниңға асасланғанда, инсанлар көҗүм олтурақ турмушқа өткән болуп, тәдриҗий шәһәр барлиққа кәлгән.
Биз чәклик археологийилик тәкшүрүшләргә асасән, бу шәһәр харабисидин миладийидин бурунқи дәвргә мәнсуп излар байқалмиди дәп қарап, шәһәрниң хели балдурла қурулғанлиқини инкар қилсақ ақиланилик болмайду. Бу шәһәр харабисиниң нурғун излириниң қаттиқ шәрқий шимал боринида йимирилип йоқалғанлиқини һечбир киши инкар қилмиса керәк, биз һазир учратқан излар асасән егизликләргә җайлашқан, әҗәба биз көрүватқан излардин башқа җайларда әзәлдин һечқандақ бирәр из йоқ болуши мумкинму? Йәнә бир җәһәттин ейтқанда, археологийилик тәкшүрүшниң йетәрлик болмаслиқи түпәйлидин биз бәзи қиммәтлик учурлардин хәвәрсиз қалған болушимиз мумкин. Навада тарихий хатириләр дин бурунрақ йезилған бирәр әсәр болса иди, Кроран әтраплирида йуртларниң барлиқи һәққидә учур қалдурулған болатти. Биз шәксизки Крорандин ибарәт бу шәһәрниң болғанлиқидин, униң тарихиниң техиму узунлуқидин хәвәр тапқан болар идуқ, һазирқи гәп пәқәт униңдин бурунқи дәвргә аталған тарих китабиниң кәмчил болғанлиқида, халас. Шуниң үчүн ейталаймизки, Кроран миладийидин бурунқи 2 – әсирдинму бурун қурулған бир қәдимий шәһәр болуши мумкин.
Кроранниң вәйран болған дәври һәққидә бирқәдәр омумлишиватқан қараш миладийә 4 – әсир, йәни 330 – йиллар әтрапида дегәндин ибарәт. Буниң дәвр өлчими пәқәт хәнзучә йадикарлиқларда хатириләнгән әң ахирқи йил чекиниң 330 – йили болғанлиқидин ибарәт. Әмәлийәттә буму бир тәрәплимә қараш болуши мумкин, Чәрчән ханлиқиниң һакимийәт йезиқилиқ ролини ойниғили бир әсирдәк болған қарушти йезиқиму қанчә туйуқсиз пәйда болған болса шунчә туйуқсиз йоқалған, буму бир тарихий сир. Ундақта биз қарушти йезиқиниң йоқилишини неминиң дәвр чеки қилип алимиз?
Профессор Хуаң Шеңҗаң әпәндиниң 400 – йили Раһиб Фашәнниң Қарашәһәргә беришида өткән шәһәрниң башқа җай әмәс, дәл Кроран икәнлики һәққидики қариши әмәлийәткә уйғун болуши мумкин. Навада мушу қараш йәниму испатлинидиған болса, 400 – йили әтрапида Кроран шәһири интайин гүлләнгән, 4000 дин артуқ һинайана раһиби бар бир чоң шәһәр икәнлики бизни ишәнч қилишқа үндәйду, мушундақ болғанда 5 – әсирниң ахирлири йаки 6-әсирниң башлирида андин Кроран шәһири вәйран болған болуши мумкин. 445 – йили Хақан бәг Роңниң Кроран ) тоғрирақи ашу дәвр йадикарлиқлирида йезилған Чәрчән ханлиқи аһалисиниң йеримини башлап сармадан шәһиригә қарап көчкәнликини алсақ, шу вақитта йәнә кәм дегәндиму шәһәр аһалисиниң йерими ) 4000 дәк нопусниң қалғанлиқи ашкара болиду. Археологлар шәһәр харабилиридә бәзи өйләрниң мал еғили қилип пайдилинилғанлиқиниму байқиған.
Кроран шәһири қандақ сәвәб билән вәйран болған? Бу һәқтә алимлар йипәк йолиниң өзгириши, дәрйаниң еқин йөткиши, йатларниң таҗавузи, килиматниң қурғақлишиши… қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин вәйран болған дегәнгә охшаш нурғун қарашлирини оттуриға қойған. Биз бу һәқтә чоңқурлап мулаһизә йүргүзидиған болсақ, Кроранниң йипәк йолиниң муһим түгүни икәнликидә шәк йоқ, әмма йипәк йоли бу йәрдикиләрниң бирдинбир һайатлиқ йоли әмәс, шуниң үчүн бу қарашни қәтий рәт қилимиз. Йатларниң таҗавузи мәсилисигә кәлсәк, буму тамамән мумкин, лекин йипәк йолиниң муһим түгүни болған бу шәһәрни талашқучи алди билән униң истратегийилик орнини ойлишиду, уларниң өз һөкүмранлиқини тиклишидә өзлирини бақидиған ишләмчи аһалиниң болуши зөрүр. Йат милләтләрниң таҗавузи мәсилисигә кәлсәк, бәзи материйалларда һунлар, хәнзулар, сийанпийлар, тохриларниң таҗавуз қилғанлиқи һәққидә байанлар бар. Буларниң һеч йеридә аһалини қирғин қилип түгәткини йаки йурт – маканидин һәйдивәткини һәққидә учур йоқ, шуңа биз бу қарашни қоллимаймиз.
Тупрақниң шорлишиш мәсилисиму бәк һәл қилғуч рол ойнийалмайду, чүнки бу йәрдики аһалиләр белиқчилиқ билән деһқанчилиқни тәң елиб барған, чарвичилиқму муәййән нисбәтни игилигән, уйғурларда һазирғичә шорни еқитип тупрақни йахшилаш адити сақлинип қалған, шуңа ейталаймизки, тупрақниң шорлишип кетиши, бу шәһәрниң ташлинип қелишидики һәл қилғуч амил болалмайду. Ундақта бу шәһәр қандақ сәвәб билән ташлинип қалған?
Һазирқи әһвалларға қариғанда, Кроран шәһириниң вәйран болуши бу қурғақ районниң һайат – маматини бәлгиләйдиған су, дәрйа – еқин вә килимат билән мунасивәтлик болуши мумкин. Мушу районға келидиған суниң үзүлүп қелиш – қалмаслиқи буниңдики бирдинбир амил һесаблиниду. Көнчи дәрйасиниң Кроранниң һайатлиқ мәнбәси икәнликидә шәк йоқ. Бу һәл қилғуч Көнчи дәрйаси шу вақитларда зади еқин йөткигәнму, еқини қисқирап кәткәнму, буни бир нәрсә дәп болғили болмайду, бәзиләр бу һәқтә тәтқиқат йүргүзгәндә, буни инсанларниң ишләпчиқириш паалийити кәлтүрүп чиқарған дәйду, буни конкретрақ ейтқанда, Тарим вә Көнчи дәрйа вадилирида териқчилиқ көлими зорийип, дәрйа еқини қисқирап, бу йәргә келидиған су үзүлүп қалғачқа вәйран болуп кәткән, дәп қарайду. Бу қарашни оттуриға қойғучилар әйни вақиттики тарихтин хәвәрсизла һазирқи һаләткә қарап чиқарған һөкүм болса керәк.
Биз төвәндә Шачүнчең, Фән Зили қатарлиқларниң тәтқиқатидин чиқарған муну байанлирини көрүп өтәйли. Азадлиқтин кейин Тарим ойманлиқиниң терилғу көлими 1949 – йилидики 01 милйон 600 миң модин 1980 – йилиға кәлгәндә 19 милйон 300 миң моға көпәйгән, сап көпәйгинила сәккиз милйон 700 миң мо. Бу йеңи ечилған боз йәр көпинчә әслидики терилғу йәрләрниң чәт йақилириға җайлашқан, әслидики бостанлиқларниң көлими зор дәриҗидә кеңәйгән, мушу көпәйгән терилғуларни суғириш үчүн ериқ чепилған, дәрйадин тартилған сулар суғириш тәлипини қандуралмиғанлиқтин әтийаздики терилғудики қурғақчилиқни һәл қилиш үчүн еқинларни тәңшәп су амбарлири қурулған.
Пүтүн ойманлиқта чоң, оттура вә кичик типтики су амбиридин 206 си қурулған, су сиғими 30 милйард 800 милйон куб метирға йәткән. Тарим дәрйасиниң ғол еқинидила чоң йаки оттура типтики су амбиридин 19 и қурулған болуп, омумий сиғими 920 милйон куб метирға йетиду. Қурғақ район Шинҗаңниң 4 – ирасиға аит мақалиләрдин топлам, Шинҗаң хәлқ нәшрийати, хәнзучә нәшригә қараң. Мана бу санлиқ мәлумат 1980 – йилиғичә болған материйал болуп, бу вақитта Тарим дәрйасиниң айағ қуйулуш орни Дашкөл су амбири болған, Тарим дәрйасиниң еқини 300 километрдин артуқ қисқирап кәткән. 1949 – йили җәнубий Шинҗаңниң омумий аһалиси үч милйон 39 миң 400 болса, 1982 – йилиға кәлгәндә алтә милйон 141 миң 300 гә йәткән. Миладийиниң башлирида Тарим ойманлиқиниң нопуси һәрқанчә көп болсиму икки милйондин ешиши натайин.
Лоп көли вә тартма көли 1970 – йилларниң бешида қуруп кәткән, шуңа бу екологийилик тәңпуңлуқни бузуш үчүн әйни тарихий дәврдә төт – бәш милйондин артуқ нопус болуши керәк, лекин әйни дәврдә унчилик нопусниң Тарим ойманлиқида болуши еһтималлиқтин толиму йирақ. Ундақта йәнила дәрйаниң еқин йөткиши еһтималлиқ болуп қалиду. Бу вақитта екологийидә өзгириш болуп, қурғақчилиқ болғанму – йоқ? Һазирчә буни испатлайдиған йазма пакит йоқ. Алимлар Шинҗаңниң килимат тарихи һәққидә тәтқиқат йүргүзгән, лекин улар асасән йазмилардики мунасивәтлик учурларға асасән қийас қилинған. Шинҗаң метеорологийә тәтқиқат орнидин Ли Җйаңфең әпәнди Шинҗаңниң 3000 йиллиқ килимат өзгириши намлиқ мақалисидә йезишичә, миладийидин бурунқи 1000 – йилларда температура һазирқидин оттура һесаб билән үч – төт градус йуқири болған. Миладийидин бурунқи 246 – йилидин миладийә 22 – йилиғичә болған арилиқта температура һазирқидин бир градус йуқири болған. Миладийидин бурунқи 1 – әсирләрдә температура һазирқидин икки, үч градус төвән болуп, һөл – йеғин аз, су қислишип Кроранға охшаш бир түркүм шәһәрләр вәйран болған, дәп қарайду.
Миладийә 581 – йилидин 907 – йилиғичә болған 300 йилниң 2/3 қисим вақитта килимат совуп һазирқидин бир – икки градус төвән, һөл – йеғин көп болған. 907 – йилидин 1368 – йилиғичә болған дәврдә, болупму 13 – әсиргичә соғуқ болуп, температура һазирқидин бир градус төвән болған, һөл – йеғин көрүнәрлик көпәйгән, 1285 – йилидин башлап 1290 – йилиғичә қаттиқ қурғақчилиқ болған, униңдин кейин килимат совуп һөл – йеғин көрүнәрлик көпәйгән. 1368 – йилидин 1911 – йилиғичә болған арилиқта, 16 – әсирниң ахири 17 – әсирниң башлирида килимат совушқа башлиған болуп, бу хил һаварайи 18 – әсирниң башлириғичә давам қилған. 1750 — 1769 – йиллириғичә һава иллип, 1770-йиллиридин башлап 1790- йиллириғичә совуған. 1791- йилидин 1815- йилиғичә иллип, 1769- йилидин 1800- йиллириғичә давам қилған. 19- әсирдә һава совуған болса 20- әсирдә иллиқ килимат болған. Булар пәқәт парчә хатириләр асасида чиқирилған йәкүн болуп, бизниң пайдилинишимизға тоғра келиду.
Шинҗаң, болупму Тарим вадиси деңиз – окйанлардин толиму йирақ, йәнә келип Тәңритағ, Қарақурум тағлири, Алтунтағ қатарлиқ егиз тағларға орилип турғачқа, һаваси интайин қурғақ, доктор Әсәт Сулайманниң сөзи бойичә ейтқанда, Тарим ойманлиқи бәәйни балийатқуға охшайду. Пәқәт ғәрб боринила һөл – йеғин пәйда қилип қар – муз җуғлайду. Әмәлийәттә Тарим вадисиниң су мәнбәси ашу қар – музға қапланған тағлардин ибарәт. Килиматниң бирқанчә йиллиқ өзгириши бу йәрниң екологийисигә зор өзгиришләрни елип келиши мумкин, биз йуқирида көргән миладийә 4 – әсирдә Кроран вәйран болған, дегән йәкүн мушу вақиттики килиматниң иллиғанлиқиниң дәлили болуп қалди, әмма пакитларниң зорийиши билән Кроранниң 4 – әсирдә әмәс, бәлки 6 – әсирниң башлирида андин вәйран болғанлиқини оттуриға қойимиз.
Кичик дәрйа бойлирида байқалған археологийилик излар 6, 7 – әсирләрдә гүллинип турғанлиқини испатлиди, ундақта Кроран қандақ вәйран болған? Әмәлийәттә Кроран Тарим вә Көнчи дәрйалириниң Тарим дәрйасиниң һазирқи еқини бойичә җәнубқа кәлгәнликидин болса керәк ) Көнчи дәрйасиниң еқини билән аққан аз миқдардики су кичик дәрйа арқилиқ җәнубқа еқип Таримға қуйулғанлиқи, интайин аз миқдардики суниң Кроран Лоп көлигә қуйулғанлиқини пәрәз қилиш мумкин, мана бу Кроранниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқиридиған бирдинбир сәвәбтур. Шәһәрни кәлкүн бесип кетип вәйран болған дегән қарашму мәвҗут. Археологларниң байқишичә, шәһәр харабисидә кәлкүн изнаси бар икән, бу, шәһәрниң вәйран болушиниң сәвәби болалмайду, бәлки мәлум мәзгиллик көчүшни кәлтүрүп чиқириши мумкин.
Хуласә қилғанда, пәқәт Тарим вә Көнчи дәрйалириниң еқин йөткәп бу йәргә келидиған суниң үзүлүп қелишила бу шәһәрләрниң вәйран болушини кәлтүрүп чиқириду, миладийә 6 – әсирниң ахирлири Кроран шәһири вә униң әтрапиға келидиған су дәрйаниң еқин йөткиши нәтиҗисидә интайин зор дәриҗидә азлап шәһәр турмушини капаләтләндүрәлмигәнликидин болған, шәһәр харабилиридә аз сандики чарвичилар хели мәзгилгичә йашиған болсиму 11 – әсирләргә барғанда суниң пүтүнләй үзүлүши билән бу йәрдә һайатлиқ қалмиған.
Алимлар Кроранниң қандақ вәйран болғанлиқини ениқлаш үчүн йеқинқи йиллардин буйан қоллиниватқан йирақтин сезиш техникиси арқилиқ һава бошлуқидин тартилған сүрәтни тәтқиқ қилғанда, Көнчи дәрйасиниң икки йеридә гүмүрүлүш болуп еқинниң тосулуп қалғанлиқи, Кроран шәһәр қәләсигә келидиған су мәнбәсиниң үзүлүп қалғанлиқидин вәйран болғанлиқини оттуриға қойған. Тәтқиқатчиларниң пикригә қариғанда, Көнчи дәрйасиниң Кроран қәләсигә 5.8 километр вә 20 километр келидиған икки йеридә гүмүрүлүш йүз бәргәнликини ) алдинқи җайдики гүмүрүлүш бошрақ, кейинкиси чоңрақ болған ениқ көрүшкә болиду. Тәтқиқатчилардин Хе Йухуа вә Сун Йоңҗунләр мушу әһвалларға асасән йуқириқи һөкүмни чиқарған. Бу қараш елан қилинғандин кейин охшаш болмиған инкаслар, җүмлидин инкар пикирләрму оттуриға қойулди. Кроранниң тәбиий җуғрапийиси һәққидә көп тәтқиқат елип барған Ваң Шучүн әпәнди бу қарашни инкар қилип, әйни җайниң җуғрапийисигә етибар берилмигән, Кроран қәләсиниң шималий тәрипидики йардаңлиқниң егизлик пәрқи әң чоң болғандиму 20 метирдин ашмайду, ғәрб тәрәптики йардаңлиқларниң егиз – пәслик пәрқи, 20 километрлиқ җайдики йардаңлиқниң егизлик пәрқи унчә чоң әмәс, Тарим дәрйа вадиси түзләңлик болғачқа кәлкүн келип еқин йөткиши мумкин. Гүмүрүлүш йүз бериши мумкин әмәс, дәп қарайду. Тәтқиқатчи Мең Фәнрен: әгәр гүмүрүлүш йүз бәргән дейилсә, униң қачан йүз бәргәнликини ениқлаш лазим, шундақла гүмүрүлүш йүз бәргән дәвр билән Кроранниң вәйран болған вақти мас келиши керәк, дәп қарайду. Җуңго йирақтин сезиш техникиси мәркизидики Ли Йәнчи будда әллири хатириси намлиқ әсәрдики вәйран болушни әнә шу гүмүрүлүшниң испати, Лоп көли әнә шу вақитта қуруп кәткән дәп, бу, дәври мас келишниң пакити дәп қарайду. Мең Фәнрен йәнә Раһиб Фашәнниң Крорандин йаки Лоп көлидин өткәнлики һәққидә ениқ учур йоқ, Фашән Лоп көлидин өткән болуши натайин, у Лоп көли һәққидә һечнимә йазмиған десә, Ваң Чаңлин гүмүрүлүп чүшүшниң сәвәби тәһлил қилинмиған, дәйду.
Йерақтин сезиш техникисиниң қоллинилиши буниң, тарих вә археологийә тәтқиқатида бир хил илгириләш, шундақла бир қисим мәсилиләрни ениқлашта роли наһайити чоң. Шундақтиму мәсилиләрни әтраплиқ тәһлил қилишқа тоғра келиду. Ваң Шучүн, Мең Фәнрен, Ваң Чаңлинларниң муһакимиси интайин тоғра болған. Мениң қаришимчә болғанда, гүмүрүлүп чүшүшниң су линийисини тосувелиш еһтималлиқи анчә чоң әмәс, навада гүмүрүлүш йүз берип дәрйа еқинини тосувалған тәқдирдиму, бу, у җайларниң вәйран болушиниң сәвәби болалмайду, чүнки қанал қезип пайдилинишни билгән Кроранлиқлар әнә шу гүмүрүлгән җайда қанал қезип суни Кроран қәләсигә башлап келәлиши тамамән мумкин. Йәнә бир җәһәттин ейтидиған болсақ, гүмүрүлүш йүз бәргән тәқдирдиму дәрйа еқини гүмүрүлгән лай – қумларни йәнила еқитип кетиши мумкин. Навада Кроран шәһиригә келидиған су үзүлди дейилгәндиму, уларниң 20 километр нериға йөткилип қайтидин йурт бәрпа қилалмаслиқи мумкинму? Мең Фәнрен әпәнди ейтқандәк, йил дәври җәһәттин мас келиши керәк, әллири тәзкирсидики вәйран болуш буниң испати дегәнлик толиму мәнтиқисиз қараштур. Навада гүмүрүлди дегән җайдин тепилған мәлум дәврийликни ениқлаш мумкин болған буйум арқилиқ гүмүрүлүш дәврини ениқлаш мумкин болса, йәнә келип Кроранниң вәйран болуш дәври билән мас кәлсә, андин бу қарашни қоллашқа болиду, әгәр мушу шәртләрни қанаәтләндүрәлисә, бу хил қарашни мушу сирни ачти дәп қарашқа болиду. Шуңа бу йәниму чоңқурлап тәтқиқ қилишқа тегишлик мәсилидур.
Мәнбә:Шинҗаң архилогийә тәзкирссидин
Тордики мәнбәси: Қутйар мунбири
Йазма хәткүчи: Кроран, вәйран болуш, сәвәб
Йазма һоқуқи: lopnuri ға тәвә, көчүрүп ишләтсиңиз мәнбәсини әскәртиң!