Isa Yusuf Alptekin-USY

Mehmet Uygur

 

Ийса Йүсүп Алиптекин

Муһәммәт Турсун Уйғур

 

(«100 Мәшһур Уйғур» намлиқ китабтин)

Шәрқи Түркистанниң йеқинқи заман тарихида 3 әпәнди дәп нам алған әпәндиләрниң үчүнчиси болған мәшһур сийасәтчи Ийса Йүсүп Алиптекин (İsa Yusuf Alptekin) 1901 — йили Қәшқәр вилайитиниң йеңисар наһийисидә дунйаға кәлгән.

Дадиси Йүсүп Қасим Йеңисар наһийисиниң Сайлиқ йезисидин болуп, Қасим һаҗи Муһәммәт Ели исимлик бир деһқанниң оғли иди. Аниси Айшәм Һәсәнму Йеңисар наһийисиниң Йеңи Өстәң йезисидики Һәсән исимлик бир кишиниң қизи иди.

Ийса Йүсүп Алиптекин 12 қериндаш болуп, 9 қериндиши илгири — кейин вапат болуп кетиду. Ийса Йүсүп Алптекин қалған 3 балиниң әң кичики болуп, балиларниң чуңи 1937- йили рус ишғалчи күчлири тәрипидин ечинишлиқ өлтүрүлгән болса, кичики Абдулла хитайниң Ләнҗу шәһиридики бир дохтурханида қилинған оператсийидә вапат болиду.

Ийса Йүсүп Алиптекинниң исми төвәндә «Ийса әпәнди» дәп елиниду.

Ийса әпәндиниң дадиси уни Йақуп Ахун исимлик бир дини затниң мәдрисигә бериду. У бу мәдрисидә оқуватқан вақитта хитай наһийә һакими җамаъәт ичидә көзгә көрүнгән кишиләрниң пәрзәнтлирини хитай мәктипигә беришкә мәҗбурлайду. Шуниң билән дадиси уни мәдрисидин елип чиқип хитай мәктипигә бериду. У бир тәрәптин мәктәптә оқуса йәнә бир тәрәптин Сәмәр ахунум исимлик алимдин дини дәрс алиду.

…..

 

Ийса әпәнди мәктәптә оқуватқан йилларда хизмәт һайати башлиниду. У дәсләптә баҗгирларға йардәмлишип йилда бирқанчә қетим тупрақ беҗи йиғиду. 1923- йилидин башлап Йеңисарға һаким болуп кәлгән Чиндели исимлик хитайға тәрҗиманлиқ қилиду. Бу җәрйанида у хитайниң ишәнчисигә еришиду вә тәрҗиманлиқтин башқа Уйғурлар билән хитайларниң арисида йүз бәргән маҗираларни бир тәрәп қилидиған хадимлиққа тәйинлиниду.

Бу йилларда таҗавузчи хитай һөкүмити 1930- йиллардики милли инқилабиқа қәдәр, бизниң еңимизға, роһийитимизгә «хитайлар улуғ, биз уларниң алдида һеч нәрсигә әрзимәймиз» дегән уқумни сиңдүрүш үчүн төвәндикидәк рәзил сийасәтләрни йолға қойған иди:

 

1-Бир хитай бар сорунда һәрқандақ бир Уйғурниң олтурушиға иҗазәт йоқ иди! Шуни нәзәрдин сақит қилмаслиқ керәкки, бу дейиливатқан хитайниң әмәлдар болуши шәрт әмәс, адәттики җазанихор хитай, әскәр хитай, һечқандақ мәнсәп, әмили болмиған хитай болсиму: аву Уйғур бәг, һаким, шаңйу,… Болсиму йәнила ашу маңқисини тартип турған хитайниң алдида қол бағлап өрә туруши (тәбиъийки, бир аз алдиға егилгән һалда) шәрт иди.

Ийса әпәнди «әсир Шәрқи Түркистан үчүн» дегән китабида у йиллардики әслимисини әсләп: хизмәт җәрйанида өзиниң хитайлар бар сорунда әнә шундақ өрә турғанлиқини, һәтта бәзидә депломатик мунасивәт еһтийаҗи билән рус даъирилиригә меһманға барған йаки улар меһманға кәлгән әһвалдиму, йәнила шундақ өрә турғанда буниңға русларниң һәйран қалғанлиқини, «бу адимиңиз немишқа олтурмайду?» дәп сориғанлиқини, хитайниң бу вақитта пәқәт руслар алдида бу хил инсанийәтсизликни йошуруш үчүнла униң олтурушиға айрим буйруқ бәргәндин кейин олтуридиғанлиқини йазған.

2- Кочида бир хитайни көргәндә улағқа минип кетиватқан Уйғур улағдин чүшүп, хитайниң удулидин өтүп кәткичә улиғини йетиләп пийадә меңиши керәк иди.

3- Хитайниң дуканлири алдидин өткән һәрқандақ Уйғур пуқра дуканниң удулиға кәлгәндә егилип берип бир тәзим биҗа кәлтүрүп, андин өтүп кетиши керәк иди. … Мана бу хитайниң Уйғурларни қуллуққа көндүрүш практикиси иди. Уйғур хәлқи мана мушундақ ғурури дәпсәндә қилинип, хар һалда йашимақта иди.

Ийса әпәнди 1923- йили тағисиниң қизи Патимә ханимға өйлиниду.

1926- Йили Чиндели Әнҗанға әлчи болуп атилиду. У шу йили 4- айда Әнҗанға Ийса әпәндиниму биллә елип бариду.

Ийса әпәнди бу сәпиридә Әнҗанда 3 йил, Ташкәнттә 3 йил болуп 6 йил хитай әлчиханисида хизмәт қилиду. У бу җәрйанда хитайға вә Ғәрби Түркистанниң бәзи муһим шәһәрлиригә бериш пурситигә еришиду. Русларни коммунизимни вә хитайдин пәрқлиқ бир дунйани тонуйду. Ғәрби түркистандики милләтчиләр билән тонушиду. Ғәрби түркистанда йашаватқан Уйғурларға йардәм қилиду вә коммунизм хәтиригә қарита уларни агаһландуриду.

Ийса әпәнди Ташкәнтләрдә хизмәт қиливатқан йиллири ата — аниси түгәп кетиду. У айали билән 1929 — йили көрүшиду вә айалини Әнҗанға елип кетиду.

У Ғәрби Түркистанда хизмәт қиливатқан йиллири Ташкәнттә өзбекләрниң милли шаъири Чолпан билән учришиду. Бу учришишта Чолпан Ийса әпәндигә қаттиқ тәсир қилиду. Чолпан, Ийса әпәндигә:

— «Һөрмәтлик Ийса әпәндим, һазир бизниңму, сизниңму қилидиған ишимиз, адәм тәрбийиләштур. Адәмлиримизни һәммә саһәләрдә тәрбийиләп йетиштүрүшимиз керәк. Бүгүнки күндә бешимизға немә кәлгән болса, қандақ күнләргә қалған болсақ тәрбийиләнгән адәмлиримизниң болмаслиқидин мушу күнгә қалдуқ. Түркийә, Германийә қатарлиқ дөләтләргә көпләп оқуғучилар әвәтип тәрбийилишимиз лазим» дегән.

Ийса әпәнди, хитай әмәлдари Чиндели вәзиписидин қалдурулғандин кейин, 1932- йили 5- айниң 13- күни Ғәрби Түркистандин айрилип, 6- айниң 2- күни хитайниң Бейҗин шәһиригә келиду вә Нәнҗиң, Тийәнҗинләргә берип туңган вә у йәрдә йашаватқан Уйғурлар билән көришиду. 1933- Йили Шәрқи Түркистан вәтәндашлири җәмъийитини қуруп чиқиду вә «чин түркистаниниң авази» исимлик журнал чиқиришқа башлайду.

1933- Йили 11- айниң 12- күни Қәшқәрдә Сабит Дәмоллам (1883- 1941) рәһбәрликидә Шәрқи Түркистан Ислам җумһурийити қурулуп, Хоҗинийаз Һаҗим (1889- 1938) җумһур башлиқи болиду. Шәрқи Түркистан Ислам җумһурийити қурулуп анчә узақ өтмәй хийанәтчи туңган маҗуңйиңниң дүшмәнлик қилиши билән Хоҗинийаз һаҗим Шең Шисәй билән иттипақлишишқа мәҗбур болиду. 1937- Йили Хоҗинийаз һаҗимниң Шең Шисәй тәрипидин Үрүмчидә тутқун қилиниши билән Шәрқи Түркистан ислам җумһурийити мунқәрз болиду. Шәрқи Түркистан Ислам җумһурийити илгири — кейин болуп 4 йилға йеқин һөкүм сүриду.

Бу вақитларда Ийса әпәнди милләтчи хитай (гоминдаң) ниң пайтәхти Нәнҗиңдә иди. Ийса әпәнди 1936- йили 9- айниң 16- күни хитай парламентида әза болиду. У 1938- йили хитай һөкүмити тәрипидин, хитай, йапунийә арисидики зиддийәтләрдә хитайға тәрәпдар тепиш үчүн вәзипигә тәйинлинип, бир хитай тәрҗиман билән биллә башта һиндистанға келип Муһәммәд Ели Җиннаһ билән көрүшиду.

…..

 

1939- Йили 5- айниң 6- күни Истанбулға келиду. У алди билән Истанбулда йашаватқан Уйғурлар билән көришиду. Кейин Мәмдуһ Шәвкәт Әсәндал билән сөһбәтлишиду. 1939- Йили 5- айниң 16- күни Әнқәрәгә берип ташқи ишлар министири Муһәммәд Шүкрү Сарач оғлу, тил вә тарих, җуғрапийә паколтетида Һамит Зубәйир әпәнди вә германийилик професор Wolfram Eberhard әпәндиләр билән көрүшиду. У бу көрүшмиләрдин кейин баш министир доктур Ибраһим Рефиқ Сайдам, професор доктур Мәһмәт Фуъат Көпрүлү… Билән көрүшкәндин кейин, ахири җумһур башлиқи Исмәт Инөнү билән көрүшүшкә муйәссәр болиду. Әмма бу көрүшүшләрдин бир нәтиҗә чиқмайду. …

Ийса әпәнди 1939- йили 9- айниң 8- күни Ливан вә Ирақларда зийарәттә болиду. 10- Айниң 17- күни Иранға бариду. 11- Айниң 20- күни Афғанистанға берип, Афғанистан падишаһи Муһәммәд Заһир шаһ билән көрүшиду. У бу җәрйанда Афғанистанда туруватқан Муһәммәт Имин Буғра (1901- 1965) билән көрүшиду. Ийса әпәнди Афғанистандин йенип, 2 йил сүргән зийаритини ахирлаштуруп, 1940- йили 3- айда Һиндистан арқилиқ хитайға қайтиду.

Муһәммәд Имин Буғра 1943- йили 4- айниң 6- күни Һиндистандин аъилиси билән бирликтә хитайға бариду. Бу вақитта Ийса әпәндиниң хитай сийаситидә Шәрқи Түркистан хәлқигә көңүл бөлүш тоғрилиқ бәргән тәклипи хитай әмәлдарлирини нарази қилиду.

…..

 

1944- Йили 9- айниң 21- күни Шәрқи Түркистанниң Ғулҗа шәһиридә хитайға қарши қораллиқ инқилаб партлайду. 1944- Йили 11- айниң 12- күни Шәрқи Түркистан җумһурийити дөлити қурулиду. Фатиһә сүрисиниң биринчи айити йезилған ақ байрақ вә ай йултузлуқ йешил байрақ бу җумһурийәтниң мустәқиллиқиниң символи һәм испати болиду.

Шәрқи Түркистан җумһурийити қурулғандин кейин руслар бу җумһурийәтни милләтчи хитай билән сөһбәт өткүзүшкә қисташқа башлайду. Җйаң Җийеши болса бу дөләтни йоқитишниң пейигә чүшиду вә Мәсъут Сабири Байқузи, Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса әпәндиләрни козур қилип Шәрқи Түркистан җумһурийити вәкиллири билән көрүшүш үчүн Үрүмчигә әвәтиду. Әмма бу учришиштин һечқандақ нәтиҗә чиқмайду.

Хитай кейин Үрүмчидә Җаңҗичуң (1890- 1969) башчилиқида бир һөкүмәт қуруп чиқиду. Бу һөкүмәттә Ийса әпәндиму йәр алиду.

Милләтчи хитайлар 1946- йили Шәрқи Түркистан өлкилик һөкүмәтниң һоқуқини Уйғурларға бериду. Мәсъут Сабири Байқузи өлкилик һөкүмәтниң башлиқи, Муһәммәд Имин Буғра муъавин башлиқ, Ийса әпәнди болса баш катип болиду.

Шәрқи Түркистан дөлити қурулғандин кейин Уйғурлар арисида бөлүнүш келип чиқиду. Ийса әпәндимниң дейишичә, Шәрқи Түркистан һөкүмити Ийса әпәндимни халимайду.

…..

 

1948- Йили Алтайдики Осман Ислам Үрүмчигә келип Үрүмчидики қорчақ һөкүмәт вә Ийса әпәнди билән көрүшиду. Ийса әпәндиниң ейтишичә Осман Исламни күтүвелиш мурасимида Шәрқи Түркистан хәлқи ичидә бөлүнүш келип чиқиду. Бир мәзгилдин кейин 1948- йили 7- айниң 17- күни милләтчи хитай Мәсъуд Сабири Байқузи билән Ийса әпәндини «күткән йеримиздин чиқмиди» дәп, өлкилик һөкүмәттики һоқуқидин елип ташлап орниға Бурһан Шәһидини тәйинләйду. Җйаң Җийеши кейин бу икки кишини хитайға келишкә буйруйду. Әмма Ийса әпәндиләр Җйаң Җийешиниң тәлипини рәт қилиду.

…..

 

Бу вақитта үч әпәндиләр мәслиһәтлишип, Ийса әпәндини бир һәйъәт билән Ләнҗуға берип милләтчи хитайниң Шәрқи Түркистандики коммунист пәрәз баш қомандани Тавсийүни әмәлдин қалдуруп, Җийәни Ма Чиңшийаңни униң орниға тәйинләшни, милләтчи хитай әскәрлириниң қолидики қоралларниң йеримини Уйғурларға беришини, шундақ қилип коммунист хитай әскәрлирини Шәрқи Түркистанға кириштин тосушни тәләп қилмақчи болиду. Ма Бупаң үч әпәндиләрниң тәлипини аңлиғандин кейин иккилинип, милләтчи хитайниң мәркизигә телеграмма йоллап әһвални мәлум қилиду. Кәлгән җавапта ениқ қилип: «һәрқандақ типтики мухтарийәт, аптономийә дегәнләргә йол қойушқа болмайду» дәп җавап келиду. Ийса әпәнди 9- айниң 3- күни Ләнҗудин үмидсиз қайтип келиду.

Бу вақитта коммунист хитайниң әскәрлири Шәрқи Түркистанға йеқинлишип қалған иди.

Һиҗрәт Ийса әпәндим қатарлиқ кишиләр узун музакириләрдин кейин һиҗрәт қилишни қарар қилишиду. Буларға Ма Чиңшийаң икки йүк аптомобили һәл қилип бериду. Йәнә 100 тал милтиқ, 10 миң тал оқ, икки данә пилимут, 500 тал қол бомбиси бериду. Булар 1949- йили 9- айниң 20- күни Үрүмчидин айрилиду.

Ийса әпәндимләр 1949- йили 9- айниң 20- күни Үрүмчидин айрилип 22- күни Кучада Муһәммәд Имин Буғра билән учришиду. 27- Күни Қәшқәргә келип, Қәшқәрдин 10- айниң 1- күни айрилиду. 10- Айниң 21- күни Шәрқи Түркистанниң ахирқи чегрисидин өтүп, толиму хәтәрлик, узун вә қийин бир сәпәрдин кейин Халастан дәрйасиға йетип келиду. Халастан дәрйаси 66 қетим кечиләтти. 36- Кечик «маймун» кечики дәп атилидиған әң йаман йери иди. Навада мушу йәрдә бирәр улағ йиқилип кәтсә бу тарчуққа қапсилип қелип суниму, йолниму тосувалатти — дә техиму чоң бала — қаза шу чағда болатти. Бу йолни көргән һәр әқил бу хәтәрни дәрһал һес қилалайдиған болғачқа, йүрики ағзиға қаплашқан һалда зийадә еһтийат билән бир қәдәм, бир қәдәмдин илгириләйтти. Бу йолларниң һәммә йери асасән деңиз йүзидин 4000 метир әтрапида егиз иди. Шуңа һәммила йәрдә түтәк болуп, пәқәт чоңқур җилғиларға чүшкәндила ухлашқа болатти.

Ийса әпәндимләр 10- айниң 25- күни маймун кечикидин өтүп, бир кечә қонуп әтиси сәпирини давамлаштуруп кәчтә «көк арт» дегән йәргә йетип келип чедирлирини тикиду. Буларниң алдида әмди пәқәт 500 метир узақлиқтики әң көп дегәндә хитайниң 20 әскири беқиватқан Шәрқи Түркистан — Һиндистан чегрисидин өтүшла қалиду.

Сәпәр җәрйани вә чегра қаравулханисида болған әһваллар тоғрилиқ Муһәммәд Имин Буғраниң тәрҗимиһалида бирәрқур тохталған болғачқа, бу йәрдә тәкрарлимидуқ. Лекин биз бу йәрдә мушу һиҗрәт гурупписидики Ғуламидин Әхмәт Пахта (1930- йили туғулған)  исимлик бир гуваһчи билән елип берилған сөһбәтни қистуруп өтүшни мувапиқ көрдуқ.

2014- Йили Ғуламидин Әхмәт Пахта Америкидин Истанбулға келиду. Бу киши 1933- йили қурулған Шәрқи Түркистан Ислам җумһурийитиниң қурғучи әзалиридин бири һәм дәсләптә қурулған «истиқлал җәмъийити» ниң қурғучи әзалиридин бири болған Әхмәд Пахта дегән кишиниң оғли болуп, бу йил 84 йашқа киргән икән. Мән Ғуламидин Әхмәт Пахта қатарлиқ бирқанчә кишини өйимизгә тәклип қилдим. Бу 2014- йили 10- айниң 11- күни иди.

Сөһбәт җәрйанида биз Ғуламидиникамдин асаслиқ қилип Ийса Йүсүп Алиптекинни вә ашу вақиттики «көкъарт» чегрисидин өтүш җәрйанини соридуқ. Ғуламидиникам бизниң тәрәп — тәрәптин соралған суъаллиримизға төвәндикидәк җаваб бәрди:

— «У вақитларда мән техи йаш бир бала идим. Биз чегриға барған вақитта чегридин өтәлмәй чедир қуруп йатқан нурғун кишиләр баркән. Биз бир кечә қонуп әтиси чегра тәрәпкә қарап маңдуқ. Биз барсақ нурғун кишиләр тәлмүрүп турған болуп, хитайниң 4 әскири «ким алдиға бир қәдәм маңса атимиз» дәп йолни тосуп қорал тәңләп турған икән. Хитайниң чегра қаравулханиси уларниң арқисида әллик метирдәк узақта болуп, қаравулханиниң алдида бир пилимутни биз тәрәпкә қаритип турған икки әскәр баркән. Бу вақитта Ийса әпәндим алдиға өтүп, йенидин бир кенишкини чиқирип хитайниң бир әскиригә көрсәтти. У хитай әскири келип Ийса әпәндимниң қолидин кенишкини елип, варақлап хелә узақ қариғандин кейин Ийса әпәндимгә: «сән туруп тур» дәп чегра понкити тәрәпкә қарап маңди.» гәп бу йәргә кәлгәндә биз: «у немә кенишкә икән?» дәп соридуқ. Ғуламидиникам:- «У Ийса әпәндимниң гоминдаң партийисигә әзалиқ кенишкиси» деди. Ғуламидиникам сөзини давамлаштуруп:- «хелә узун вақиттин кейин һелиқи әскәр қаравулханидин қайтип чүшүп Ийса әпәндимгә, «башлиқ сизни чақириватиду» деди. Ийса әпәндим һеч иш болмиғандәк қаравулханиға қарап меңип кәтти. Кейин Муһәммәд Имин Буғрани чақирди… Шундақ қилип қораллиримизни тапшуруп бәрдуқ. Хитайниң әскири җәмъи 11- 12 киши икән. Һәммисиниң қорали вақти өтүп керәктин чиққан кона милтиқлар болуп, төпидики пилимути нәччә тал оқ етип болғичә қиззип кетип атқан оқи йигирмә, оттуз метир нериға чүшидиған, у тәрәпкә атса бу тәрәпкә кетидиған, аллибурун кардин чиққан пилимут икән. Бизниңкиләр кейин бу әһвалларни билип, бир- биригә тапа- тәнә қилишип өзъара урушуп кәтти. Биз нәччә йүз адәм болуп қораллиримизму көп һәм хил қораллар иди. Һәммиси йеңи болуп, оқ- дурилиримизму йетәрлик иди. Ашу нәччә хитайға қораллиримизни тапшуруп берип көрмигәнни көрдуқ…» деди.

Бу ишлардин кейин карвандики бәзи кишиләргә болуп өткән вәқәләр еғир келип, «немә болсақ вәтинимиздә болайли» дейишип һиҗрәт қилиштин ваз кәчкән. Булардин үмит күткән бурун кәлгән Уйғурларму бу әһваллардин кейин, буларниң пайдисидин зейини көпкән дәп ойлидиму, қандақ? Булардин өзлирини қачурушқа башлиған.

Шундақ қилип Муһәммәд Имин Буғра билән Ийса әпәндим башчилиқидики һиҗрәт карвини 9- айниң 20- күни Үрүмчидин йолға чиқип нурғун қийинчилиқ, еғир хурлуқ, дишварчилиқларни бешидин өткүзүп, чегридин өтүп үч айдин кейин, 1949- йили 12- айниң 20- күни Һиндистан игидарчилиқидики Кәшмирниң Ладақ дегән йеригә йетип келиду.

Муһәммәд Имин Буғра вә Ийса әпәндимләр билән бирликтә коммунист хитайдин қачқан 852 кишидин 798 киши Ладаққа саламәт йетип келиду, 54 киши болса бу йолларда вапат болиду. Сақ кәлгәнләрдин 49 кишиниң бәзи пут қол бармақлири үшшүп қалғанлиқтин кесиветишкә мәҗбур болиду. Бу сәпәрдә Ийса әпәндимниң оғли Арслан Алиптекинниң бир путиниң бармақлириму үшшүп кетиду.

Булар кейин Кәшмирниң мәркизи Сиринагарға йетип келиду. Шундақ қилип буларниң ақивити намәлум болған мусапирчилиқ һайати башлиниду. Бу вақитта  Ийса әпәндим билән Муһәммәд Имин Буғра Тибәтниң тағ йоллири билән Һиндистанға кәлмәкчи болған қазақларға йардәм қилишқа тиришса, йәнә бир тәрәптин буларниң сийаси паналиқ тәләплири үчүн Һиндистан һөкүмити билән көп қетим көрүшиду. Йеңи Диһлида Һиндистан ташқи ишлар министирлики билән көришиду. 1951- Йили 9- айниң 6- күни Сәъуди Әрәбистанға берип Мелик Абдул Әзиз вә Әмир Файсаллар билән көрүшкән болсиму һеч бир нәтиҗигә еришәлмәйду. У йәрдин Мисирға бариду. Мисирдинму бирәр нәтиҗә алалмиғандин кейин 1952- йили 1- айниң 6- күни Түркийигә қарап йолға чиқиду. Бу җәрйанда Муһәммәд Имин Буғраму Түркийигә келиду вә бу икки киши бирликтә Түркийидики зийарәтлирини башлайду. Түркийә парламент башлиқи Рефиқ Қоралтан маъарип министири Әхмәт Тәвфиқ Илери, ташқи ишлар министири Фуъат Көпрүлү … Қатарлиқ кишиләр билән көрүшиду.

Булар бу көрүшмиләр билән биргә һәр хил тәшвиқат вастилири арқилиқму өзлириниң давасини Түркийә хәлқигә аңлитишқа тиришиду. Шундақ қилип Түркийә парламенти 1952- йили 3- айниң 13- күни 1850 нәпәр Шәрқи Түркистанлиқни (булардин миңдин көпрәки қазақлар иди) көчмәнләр қатарида қобул қилиду.

Ийса әпәнди 1954- йили 6- айда аъилиси билән бирликтә келип Түркийигә йәрлишиду вә 1957- йили 12- айниң 4- күни Түркийә пуқралиқиға өтиду.

Буларниң 1949- 1954- йиллири арисида өткән 5 йил ичидики сәрсанлиқ һайатида көргән күнлири, тартқан җапа — мушәққәтлирини тил билән ипадиләш қийин иди.

1952- Йили Түркийигә келип йәрләшкән Муһәммәд Имин Буғраниң 1953- йили башлиған нәшрийатчилиқ ишлирини кейинки йилларда Ийса әпәндим давамлаштуриду. 1960- Йили Шәрқи Түркистан көчмәнләр җәмъийити қурулиду. Муһәммәд Имин Буғра 1965- йили вапат болғандин кейин Ийса әпәндим бу җәмъийәтниң башлиқи болиду. У һәрқайси гезитханиларға берип Шәрқи Түркистан давасини аңлитиду. Китап, журнал нәшир қилдуриду.

1970- Йилидин башлап Америка билән Совет иттипақидин ибарәт дәриҗидин ташқири икки чоң дөләт вә улар йетәкчилик қиливатқан дунйадики икки чоң лагер оттурисидики риқабәт йәниму күчийиду. Бу вақитта Совет иттипақиниң Хитай билән болған һәрбий вә идеъологийә җәһәттики тоқунуши кәскинлишип кетиду. Дәл мушу мәзгилдә, йәни 1970- йили 4- айда Ийса әпәнди оғли Арслан Алиптекинниң һәмраһлиқида Америка зийаритини башлайду. Нйу-Йоркта туруватқан Ғуламидин Пахта Ийса әпәндиниң Америкидики барлиқ паъалийәтлиридә биллә болиду. Ийса әпәндим Америка дөләт мәҗлисиниң рәъиси Җон Виллйам Мәккормәк (1891- 1980) John William McCormack билән көрүшиду.

…..

 

Мана бу вақитта мухбирлар Ийса әпәндимдин Шәрқий Түркистан дәваси, униң Хитай, Совет иттипақи вә Түркийә билән мунасивити һәққидә көплигән соъалларни сорайду. Бу чағда мухбирларниң Ийса әпәндидин сориған бир соъали вә Ийса әпәндиниң буниңға бәргән җаваби ахбарат саһәсидә бир мәйдан ғулғула қозғайду. Ийса әпәнди мухбирларға: «мән йалғуз Уйғур хәлқиниң йаки Шәрқий Түркистанниңла дәвасини әмәс, бәлки Мовет иттипақи ишғалийитидики Ғәрбий Түркистанниңму, йәни түрк ирқиға мәнсуп пүткүл хәлқләрниң азадлиқ дәвасини қилимән» дәйду.

У йилларда Совет иттипақи өз лагеридики бирқанчә дөләтни һәрикәтләндүрүп хитайниң өз тәвәсидики Уйғурларға қаратқан бесим сийасәтлирини БДТ да оттуриға қойушқа тәййарлиниватқан икән. Мана мушундақ бир вәзийәттә Ийса әпәндимниң «Икки Түркистан, йәни Шәрқий вә Ғәрбий Түркистан дәвасини тәң елип бериш» ғайиси Хитай билән дүшмәнлишиватқан Совет иттипақиниң Уйғур картисидин қайта пайдилиниш пиланини суға чилаштуриду. Шундақ қилип Ийса әпәнди дәриҗидин ташқири чоң дөләтләрниң сийасий ойунлиридин устилиқ билән пайдилиниш пурситини қачуруветиду. Бу тарихта Шәрқи Түркистан давасидики бир әпсуслинарлиқ вәқә болиду.

…..

 

Ийса әпәндим Түркийидики һайати бойичә барлиқ имканлирини ишлитип, таҗавузчи коммунист хитайниң Шәрқи Түркистанда елип бериватқан қанлиқ қирғинчилиқлирини, чекидин ашқан қанлиқ сийасәтлирини аңлитип Шәрқи Түркистанға йардәм тәләп қилиду.

Әмма:

— Пүтүн дунйа сүкүттә.

У:

— Пүтүн түркләрниң ана вәтини, түрк мәдәнийитиниң бөшүки Шәрқи Түркистан хитай вә руслар тәрипидин бесивелинди, дәп товлайду.

— Пүтүн дунйа сүкүттә.

«Шинҗаң» әмәс, Шәрқи Түркистан.

— Пүтүн дунйа сүкүттә.

Шәрқи Түркистан инқилабиға йардәм қилиңлар!

— Пүтүн дунйа сүкүттә.

Шәрқи Түркистандики хитай зулуми чекигә йәтти. Өлтүрүш, инсан қелипидин чиққан вәһшийлик билән қийнаш, ислам динини айақ — астин қилиш, қизлиримизниң номусиға тегиш, ғурурини дәпсәндә қилиш, булап — талаш, хорлашлар чекидин ашти. Мәсчитлиримиз еғилға, мәдрислиримиз паһишханиларға айландурулди, әй мусулманлар, әй дунйа, әй демукратийә бизгә йардәм қилиңлар!

— Пүтүн дунйа сүкүттә.

Ийса әпәнди бар авази билән:

— Шәрқи Түркистан хәлқиниң аһу — зари пәләккә йәтти, хитай таҗавузчилири тәрипидин өлтүрүлгән бигунаһ кишиләрниң һәдди — һесаби йоқ, уларниң чечилип йатқан устиханлири көз йәткүсиз земинни қаплиди! Инсанлиқ өлдиму!?

— Пүтүн дунйа сүкүттә.

Түркийидә Ийса Йүсүп Алиптекинниң исми симовуллашқан бир исим болуп һесаблиниду. Һәтта бәзи түрк йазғучилар йазмилириға «Ийса Йүсүп Алптекин демәк, Шәрқи Түркистан демәк» дәп мавзу қойиду. Истанбулда һәр йили дегүдәк Ийса Йүсүп Алптекин тоғрилиқ йиғинлар ечилип туриду.

…..

 

Шәрқи Түркистанниң йеқинқи заман тарихида 3 әпәнди дәп аталған әпәндиләрниң үчүнчиси болған мәшһур сийасәтчи Ийса Йүсүп Алиптекин 1995- йили 12- айниң 17- күни 94 йешида Истанбулда вапат болиду. Тавутиға Түркийә вә Шәрқи Түркистан байрақлири йепилған болуп, Истанбулдики топқепи заратлиқиға дәпнә қилиниду.

Һазир Ийса Йүсүп Алиптекинниң Истанбулдики Султан Әхмәттә «Ийса Йүсүп Алптекин бағчиси» исми берилгән кичик бир бағча, Истанбулниң бағчилар райони Әврән мәһәллисидә «Ийса Йүсүп Алиптекин башланғуч мәктипи» исми берилгән бир мәктәп, Истанбулниң Пендик райони Орһанғази мәһәллисидә «Ийса Йүсүп Алиптекин оттура мәктипи» вә Истанбулниң Зәйтинбурну Нурипаша мәһәллисидә «Ийса Йүсүп Алиптекин кочиси» … Қатарлиқлар бар.