Суббота, 21 декабря, 2024
Сәнәт

Ghazi Emet-Ғази Әмәт

Даңлиқ рәссам Ғази Әмәт ака 1935 йили Қәшқәр шәһриниң Қоған (һазирқи Нәзәрбағ) йезисида дини зат аилисидә дуняға кәлгән. Атиси Әһмәт Қазиахунум оқумушлуқ адәм болғачқа Ғази Әмәт акини әтраплиқ тәрбийлигән 1946 йилидин 1950 йилғичә дини билим алған. Кичикидин рәсим сизишқа рәссамлиққа һәвәс қилип кәлгән Ғази Әмәт ака балилиқ вақитлиридила рәсим сизип башқиларниң махтишиға сазавәр болған. Ғази Әмет АКА 1952 йил Қәшқәр сифәна мәктәпкә кирип оқуш пурситигә егә болуп шу мәктәпкә киргәндин кейин өз талантини намайән қилип рәссамлиқ саһәсигә чоңқур ул салған у 1954 жили Шинҗаң сәнет иниститутиниң рәсим факултетиға қобул қилинди, вә у йәрдима тиришип рәсит иҗадийитигә көп әҗир сиңдүрүп , пүтүн һуҗуди билән мәшиқ қилған, оқуш пүттүргәндин кейин шу мәктәптә ишлигән. У һазир җунго рәссамлар җәмийитиниң һәйәт әзаси, Шинҗаң уйғур аптонон районлуқ рәссамлар җәмийитиниң муавин рәиси, сәнәт иниститутиниң мудири, проффессор Шинҗаң әдәбият сәнәтчиләр бирләшмисиниң муавин рәиси, дөләт дәрҗилик атақлиқ рәссам һәм 1954 йил Шинҗаң хәлиқ нәширияти тәрпидин Ғази Әмет рәсимләр топлими дегән китабни нәширдин чиқарған нәширдин чиқарған җинайи һөкүм — җуңгу рәсим сарийидә сақлиниватиду 1982 йил Парижда көргәзмигә қоюлған Мәхмуд Қәшқәри — бейҗиң милләтләр мәдәнийәт сарийида сақлиниватиду. 1981 йили җуңгу аз санлиқ милләтләр гүзәл сәнәт көргәзмисидә 1 дәриҗилик мукапатқа еришкән муқам 1984 йили 6 нөвәтлик мәмликәтлик гүзәл сәнәт көргәзмисидә күмуш медалға еришкән. 1987 йили Москвада көргәзмә қилинған муқам ишқи мәмликәтлик май буяқ әсәрләр көргәзмисидә күмүш мидалға иришкән.

Шинҗаңда даңлиқ уйғур рәссам Ғази Әмәт вә униң иҗадийәтлирини билмәйдиған киши болмиса керәк. 1954 йили, Ғази Әмет шинҗаң унверсититиниң сәнет факултетиға қобул қилинди вә сабиқ совет иттипого Ленингирада лебина сәнет институтиниң рәссов Грязовни устаза тутупа , «Ческаки оқутуша усул» бойичә қаттиқ тәрбийилинип, йоруқлуқ иого, пиластитсизит илими вә рәң илмигә қарита чоңқур чүшәнчигә егә болди , шуниң биләны биргә ғәрп сәнәт пәлсәпәси вә ғәрп сәнәт әсәрлирини чоңқур тәтқиқ қилип, өзиниң рәссамлиқ сәвийисини юқири көтүрди. 1962 йили Ғази Әмәт әпәнди шинҗаң уйғур хәлқ әдәбйиятиға асаслинип сизған «Ғерип _ Сәнәм»

намлиқ май бояқ рәсим җуңго шинҗаң рәссамлиқ саһәсидә ғулғула қозғиди. Бу май бояқ рәсимдә есилзадиләрчә кийингән, гүзәл бир җүп қиз _ йигитниң ай нуриға чөмүлгән гүллүктә учрашқандики отлуқ һиссияти тәсвирләнгән болуп , асмандики толуна ай, қәд көтүргәны мәсчид мунарей арқы көрүнүш қилинип, гүзәл кәлгүсигә намайән қилинған болс; Алди көриништики қанити сунған, сулғун тоз қизниң азаблиқ кәчмишигә симовол қилинған; Орман арисиға йошурунған чәвәндаз болса, қәдимқи замандики мустәбит күчләрниң гүзәл муһәббәткә болған тосқунлуқиға символ қилинған. Бу рәсим йеңи бир әвлат яшларниң қараңғу зулмәт, мустәбитликкә қарши туруш, йоруқлуққа, әркинликкә интилиштәк арзусини әкис әттүргән.

Реал турмушқа болған оттәк қизғинлиқ, чоңқур сәнәт әмәлийити, кәң даиридә мәдәнийәт алмаштуруш вә йүксәк иҗтимаи мәсулийәт Ғази Әмәт әпәндини чиниқтурди вә уни даңлиқ сәнәткар қилип йетиштүрди. 1979 _ йилидин 1982 _ йилиғичә, у тарихи қәдимий китаплар вә шинҗаң уйғур қәдимқи заман әдәбиятиға асасән , чоңқур тәтқиқ қилиш арқилиқ Аманнисахан, Мәһмуд Қәшқири, Рабийә _ Сәидин вә Йүсүп Хас Һаҗип қатарлиқ бир түркүм ислам мәдәнийәт сәнитигә өчмәс төһпә қошқан тарихи шәхсләрниң образини яратти . Бу надир әсәрләрдин кишиләр музикишунас Аманнисаханниң тәбии гүзәллики вә пак қәлбини; Алим Мәһмуд Қәшқириниң билимгә болған иштияқини; Йүсүп Хас Һаҗипниң таланти урғуп турған мәғрур қияпитини; Улар яшиған дәвир вә улар вәкиллик қилған дәвир роһини;Уларниң көзидә парламентап турған меһрибанлиқни көривалалайду. Ғази Әмәт ака өзиниң әсәрлири биләнла миллитимизгә мәниви дунясиға зоқ берипла қалмай өзиниң әмәли һәрикити арқилиқ өз әмәлйитидә көрсәтти. Ғази Әмәт ака өзи оқуған ана мәктипигә бир ком синипи қуруп бәрди. Йәни Ғази Әмәт ака өзгәртип ясиливатқан мәһәллә мәсчитигә аз болмиған ярдәмләрни қилип өзиниң милли роһини унтуп қалмиди.

http://koch-koch.ucoz.ru/MehmutQeshqeri.jpg

 

Төвәндә Ghazi Emet-Ғази Әмәт аканиң бир мунчә рәсимлирини диққитиңларға сундуқ.

https://a3-images.myspacecdn.com/images01/27/7e3f875fd1c342d8e4c3ce18d2bafa2c/300×300.jpg

 

http://akademiye.org/en/wp-content/uploads/2013/05/muqam.gif

 

https://a2-images.myspacecdn.com/images01/4/936582f0995d87031245fd58cd406355/full.jpg

 

https://a4-images.myspacecdn.com/images01/84/a5e7ad8e551424c7bef53edf101e6b18/full.jpg

 

https://a3-images.myspacecdn.com/images01/27/7e3f875fd1c342d8e4c3ce18d2bafa2c/full.jpg

 

https://a4-images.myspacecdn.com/images01/94/5c0db32626b99c4a567abdf1eced1feb/300×300.jpg

 

http://www.gokbayrak.com/uploads/icerik/2009/09/Kasgarlimahmut1-242×300.jpg

داڭلىق رەسسام غازى ئەمەت ئاكا 1935 يىلى قەشقەر شەھرىنىڭ قوغان (ھازىرقى نەزەرباغ) يېزىسىدا دىنى زات ئاىلىسىدە دۇنياغا كەلگەن. ئاتىسى ئەھمەت قازىاخۇنۇم ئوقۇمۇشلۇق ئادەم بولغاچقا غازى ئەمەت ئاكىنى ئەتراپلىق تەربىيلىگەن 1946 يىلىدىن 1950 يىلغىچە دىنى بىلىم ئالغان. كىچىكىدىن رەسىم سىزىشقا رەسساملىققا ھەۋەس قىلىپ كەلگەن غازى ئەمەت ئاكا بالىلىق ۋاقىتلىرىدىلا رەسىم سىزىپ باشقىلارنىڭ ماختىشىغا سازاۋەر بولغان. غازى ئەمېت ئاكا 1952 يىل قەشقەر سىفەنا مەكتەپكە كىرىپ ئوقۇش پۇرسىتىگە ئېگە بولۇپ شۇ مەكتەپكە كىرگەندىن كېيىن ئۆز تالانتىنى نامايەن قىلىپ رەسساملىق ساھەسىگە چوڭقۇر ئۇل سالغان ئۇ 1954 ژىلى شىنجاڭ سەنېت ئىنىستىتۇتىنىڭ رەسىم فاكۇلتېتىغا قوبۇل قىلىندى، ۋە ئۇ يەردىما تىرىشىپ رەسىت ئىجادىيىتىگە كۆپ ئەجىر سىڭدۈرۈپ ، پۈتۈن ھۇجۇدى بىلەن مەشىق قىلغان، ئوقۇش پۈتتۈرگەندىن كېيىن شۇ مەكتەپتە ئىشلىگەن. ئۇ ھازىر جۇڭو رەسساملار جەمىيىتىنىڭ ھەيەت ئەزاسى، شىنجاڭ ئۇيغۇر ئاپتونون رايونلۇق رەسساملار جەمىيىتىنىڭ مۇاۋىن رەىسى، سەنەت ئىنىستىتۇتىنىڭ مۇدىرى، پروففېسسور شىنجاڭ ئەدەبىيات سەنەتچىلەر بىرلەشمىسىنىڭ مۇاۋىن رەىسى، دۆلەت دەرجىلىك ئاتاقلىق رەسسام ھەم 1954 يىل شىنجاڭ خەلىق نەشىرىياتى تەرپىدىن غازى ئەمېت رەسىملەر توپلىمى دېگەن كىتابنى نەشىردىن چىقارغان نەشىردىن چىقارغان جىنايى ھۆكۈم — جۇڭگۇ رەسىم سارىيىدە ساقلىنىۋاتىدۇ 1982 يىل پارىژدا كۆرگەزمىگە قويۇلغان مەخمۇد قەشقەرى — بېيجىڭ مىللەتلەر مەدەنىيەت سارىيىدا ساقلىنىۋاتىدۇ. 1981 يىلى جۇڭگۇ ئاز سانلىق مىللەتلەر گۈزەل سەنەت كۆرگەزمىسىدە 1 دەرىجىلىك مۇكاپاتقا ئېرىشكەن مۇقام 1984 يىلى 6 نۆۋەتلىك مەملىكەتلىك گۈزەل سەنەت كۆرگەزمىسىدە كۈمۇش مېدالغا ئېرىشكەن. 1987 يىلى موسكۋادا كۆرگەزمە قىلىنغان مۇقام ئىشقى مەملىكەتلىك ماي بۇياق ئەسەرلەر كۆرگەزمىسىدە كۈمۈش مىدالغا ئىرىشكەن.

شىنجاڭدا داڭلىق ئۇيغۇر رەسسام غازى ئەمەت ۋە ئۇنىڭ ئىجادىيەتلىرىنى بىلمەيدىغان كىشى بولمىسا كېرەك. 1954 يىلى، غازى ئەمېت شىنجاڭ ئۇنۋېرسىتىتىنىڭ سەنېت فاكۇلتېتىغا قوبۇل قىلىندى ۋە سابىق سوۋېت ئىتتىپوگو لېنىڭىرادا لېبىنا سەنېت ئىنستىتۇتىنىڭ رەسسوۋ گريازوۋنى ئۇستازا تۇتۇپا ، «چېسكاكى ئوقۇتۇشا ئۇسۇل» بويىچە قاتتىق تەربىيىلىنىپ، يورۇقلۇق ئىوگو، پىلاستىتسىزىت ئىلىمى ۋە رەڭ ئىلمىگە قارىتا چوڭقۇر چۈشەنچىگە ئېگە بولدى ، شۇنىڭ بىلەنى بىرگە غەرپ سەنەت پەلسەپەسى ۋە غەرپ سەنەت ئەسەرلىرىنى چوڭقۇر تەتقىق قىلىپ، ئۆزىنىڭ رەسساملىق سەۋىيىسىنى يۇقىرى كۆتۈردى. 1962 يىلى غازى ئەمەت ئەپەندى شىنجاڭ ئۇيغۇر خەلق ئەدەبيىياتىغا ئاساسلىنىپ سىزغان «غېرىپ _ سەنەم»

ناملىق ماي بوياق رەسىم جۇڭگو شىنجاڭ رەسساملىق ساھەسىدە غۇلغۇلا قوزغىدى. بۇ ماي بوياق رەسىمدە ئېسىلزادىلەرچە كىيىڭەن، گۈزەل بىر جۈپ قىز _ يىگىتنىڭ ئاي نۇرىغا چۆمۈلگەن گۈللۈكتە ئۇچراشقاندىكى ئوتلۇق ھىسسىياتى تەسۋىرلەڭەن بولۇپ ، ئاسماندىكى تولۇنا ئاي، قەد كۆتۈرگەنى مەسچىد مۇنارېي ئارقى كۆرۈنۈش قىلىنىپ، گۈزەل كەلگۈسىگە نامايەن قىلىنغان بولس؛ ئالدى كۆرىنىشتىكى قانىتى سۇنغان، سۇلغۇن توز قىزنىڭ ئازابلىق كەچمىشىگە سىموۋول قىلىنغان؛ ئورمان ئارىسىغا يوشۇرۇنغان چەۋەنداز بولسا، قەدىمقى زاماندىكى مۇستەبىت كۈچلەرنىڭ گۈزەل مۇھەببەتكە بولغان توسقۇنلۇقىغا سىمۋول قىلىنغان. بۇ رەسىم يېڭى بىر ئەۋلات ياشلارنىڭ قاراڭغۇ زۇلمەت، مۇستەبىتلىككە قارشى تۇرۇش، يورۇقلۇققا، ئەركىنلىككە ئىنتىلىشتەك ئارزۇسىنى ئەكىس ئەتتۈرگەن.

رېال تۇرمۇشقا بولغان ئوتتەك قىزغىنلىق، چوڭقۇر سەنەت ئەمەلىيىتى، كەڭ داىرىدە مەدەنىيەت ئالماشتۇرۇش ۋە يۈكسەك ئىجتىماى مەسۇلىيەت غازى ئەمەت ئەپەندىنى چىنىقتۇردى ۋە ئۇنى داڭلىق سەنەتكار قىلىپ يېتىشتۈردى. 1979 _ يىلىدىن 1982 _ يىلىغىچە، ئۇ تارىخى قەدىمىي كىتاپلار ۋە شىنجاڭ ئۇيغۇر قەدىمقى زامان ئەدەبىياتىغا ئاساسەن ، چوڭقۇر تەتقىق قىلىش ئارقىلىق ئاماننىساخان، مەھمۇد قەشقىرى، رابىيە _ سەىدىن ۋە يۈسۈپ خاس ھاجىپ قاتارلىق بىر تۈركۈم ئىسلام مەدەنىيەت سەنىتىگە ئۆچمەس تۆھپە قوشقان تارىخى شەخسلەرنىڭ ئوبرازىنى ياراتتى . بۇ نادىر ئەسەرلەردىن كىشىلەر مۇزىكىشۇناس ئاماننىساخاننىڭ تەبىى گۈزەللىكى ۋە پاك قەلبىنى؛ ئالىم مەھمۇد قەشقىرىنىڭ بىلىمگە بولغان ئىشتىياقىنى؛ يۈسۈپ خاس ھاجىپنىڭ تالانتى ئۇرغۇپ تۇرغان مەغرۇر قىياپىتىنى؛ ئۇلار ياشىغان دەۋىر ۋە ئۇلار ۋەكىللىك قىلغان دەۋىر روھىنى؛ئۇلارنىڭ كۆزىدە پارلامېنتاپ تۇرغان مېھرىبانلىقنى كۆرىۋالالايدۇ. غازى ئەمەت ئاكا ئۆزىنىڭ ئەسەرلىرى بىلەنلا مىللىتىمىزگە مەنىۋى دۇنياسىغا زوق بېرىپلا قالماي ئۆزىنىڭ ئەمەلى ھەرىكىتى ئارقىلىق ئۆز ئەمەليىتىدە كۆرسەتتى. غازى ئەمەت ئاكا ئۆزى ئوقۇغان ئانا مەكتىپىگە بىر كوم سىنىپى قۇرۇپ بەردى. يەنى غازى ئەمەت ئاكا ئۆزگەرتىپ ياسىلىۋاتقان مەھەللە مەسچىتىگە ئاز بولمىغان ياردەملەرنى قىلىپ ئۆزىنىڭ مىللى روھىنى ئۇنتۇپ قالمىدى.