Dadam qebrisidin yiraqta éytilghan sözler…

Дадам қәбрисидин жирақта ейтилған сөзләр

Нәбиҗан Турсун  (тарих пәнлириниң доктори)

Миладийә 2017-жил 8-сентябрь мениң хусусий һаятимдики унтулмас күн сүпитидә мениң вә бизниң аилә тарихимизға пүтүлди. 8-сентябрь мени улуқ Алланиң ирадиси бойичә дунияға апиридә қилған дадамдин айрилған күндур. Мана шу хатирә күни мунасивити билән мән дадам һәққидә азирақ болсиму өз қәлбимни изһар қилғум, йәни очуғирағи, дадамни мәдһийилигүм кәлди. Әслидә мән аилиниң чоң балиси, дадамниң чоң оғли болуш сүпитим билән дадам һәққидики сөзләрни дадам ахирәтликкә узитилип, йәттә кәтмән топа ташлиниш алдида, тупрақ бешида сөзлишим керәк еди. Вәһаләнки, бу имканийәт мәндә болмиди. Мән бу сөзләрни әшу дадам мени өзи узитип қойған хасийәтлик вә шәрәплик мусапирлиқ сәпәрлиридә, дадамниң қәбрисидин нәччә он миң километр жирақ океан гирвигидә ейтиш қисмитигә дуч кәлгән едим. Қисқиси, мән дадам һәққидә униң йәрлиги алдида, уни узитип чиққан җамаәт алдида сөзләш имканийәтлиридин айрилған едим, Әмәлийәттә, дадам өзиму мениң чоқум өзи һәққидә өз қәбрисидин жирақ җайда икки еғиз сөзләйдиғанлиғимни аллиқачан билгән еди. Бу, әлвәттә, маңа охшаш мусапирлиқ сәпәрлиригә атланған көплигән оғулларниң атисиниң туприғи алдида болалмиғанлиғи билән охшаш қисмәт еди.

Әслидики адәт бойичә, атисиниң ахирәтлик ишлирини баш болуп беҗириш вәзиписи зиммисигә жүклинидиған аилидики чоң оғул болған мән бу муһим мәҗбурийәтни бәҗа кәлтүрмисәмму, амма 10-сентябрь күни Америкиниң Виргинийә штатиниң Фәйирфакис шәһиридики өз өйүмдә дадамниң роһиға атап хәтмә-қуръан қилиш пурситигә ериштим. Хәтмә-қуръандин хәвәр тапқан йүзлигән әр-аял уйғур қериндашлиримиз бирликтә дадамниң роһиға атап дуаға қол көтәрди. Дунияниң һәрқайси җайлиридики дадамниң вапатидин хәвәр тапқан, һәтта дадамни һеч көрмигән вә тонумайдиған нәччә онлиған уйғур зиялилири Ватсап алақә тори арқилиқ өз қайғулирини билдүрүш билән биргә маңа сәвир вә күч-қувәт тиләшти. Йәнә қанчилиған достлар телефон қилип вә сөз қалдуруп, өз қәлблирини изһар қилишти. Һәтта дадамни билидиған америкилиқ кәсипдаш достлиримму өз тәзийәсини билдүрүп, сөз әвәтти. Хәтмә-қуръан күни мениң достлирим, җамаәт қол-қолға тутушуп, мәзкүр мәрасимниң пүтүн җәриянлириға егә болушти. Дадамниң вапати мунасивити билән өз уйғур қериндашлирим тәрипидин көрситиливатқан бу чоңқур қериндашлиқ меһри-муһәббити вә тиләкләр мени чоңқур ойлинишқа үндәп, шундақ бир хуласигә кәлтүрдики, бәлки бу мениң уйғур миллитиниң, уни чин жүригидин сөйгән, униң үчүн пәрванә болған, униң үчүн дайим азап чәккән вә хуш болған, шуниңдәк униң өтмүшидики шанлиқ бәтләрдин күч елип вә ғурурлинип, паҗиәлик бәтлиридин үмүтсизләнмәй, келәчәккә үмүтвар болған аддий бир әзаси болғанлиғим үчүндур!

Әлвәттә, һазирғичә мән башқиларниң дадилирини, йәни милләттики есил дадиларни мәдһийиләп, улар һәққидә тохтимай сөзләп яки йезип келивататтим, амма өзәмниң дадам һәққидә икки еғиз болсиму сөзләш пурсити болмиған еди. Мән бу пурсәттә хәтмә-қуръан қилишқа кәлгән милләтдаш қериндашлирим алдида дадам һәққидә азирақ тохтилип өттүм. Дадамниң тәпәккүр, пикир, интилиш, ғәзәплиниш, азаплиниш вә бойсунмаслиқ, диний вә миллий паклиқ садақити ичидә соққан жүрәклири 8-сентябрь күни әбәдий тохтиған болсиму, амма бу хил хусусийәтләр дадамниң икки оғли, рәһмәтлик, уйғурлар арисидин тунҗи қетим философия пәнлириниң доктори болған болсиму, амма ишсизлиқта һаят кәчүргән Абдуреһим  Турсун билән кәмининиң генлириға сиңдүрүлгән еди. Бир чағларда Вәтәндә «бизгә қандақ дадилар керәк?» дегән мавзу астида муназириләр болғанда, мән аддий қилип, «бизгә дадамдәк дадилар керәк» дәп, өзәмниң хусусий җававимни йоллиған едим. Әгәр һәммә уйғур бу соалға өз дадисидин пәхирлиниш туйғуси ичидә маңа охшаш мошундақ җавап бәрсә, бәлки дурус болиду. Амма у дадилар чоқум уйғур хәлқи вә уйғур тарихи тәрипидин нәпрәткә учримиған болуши вә учримаслиғи шәрт!

Дадам ким?

Дадиларни әң яхши билгүчиләр уларниң пәрзәнтлиридур. Пәрзәнтлирини әң яхши билгүчиләр уларниң дадилиридур! Дада пәрзәнтлири алдида әбәдий муқәддәс орундидур! Бу салаһийәтни һечкимму тартип алалмайду! Ундақта чоқум дадамниң кимлиги һәққидә соаллар туғулуши тәбиий. Мән өз дадисини әң яхши билгүчи пәрзәнт болуш сүпитим билән дадам һәққидә шуни ейтимәнки, мениң дадам мәшһур уйғур алими вә язғучиси Абдуреһим  Өткүрдәк алимму әмәс, амма Абдуреһим  Өткүрниң вә униңдәк алимларниң әң йеқин пикирдаш, мәсләкдаш ихласмини еди! Дадам Ғени Батурдәк вә яки башқа мәшһур қәһриманлардәк батур яки қәһриман әмәс, амма у Ғени Батурларниң басқан излири билән ғәлибилиридин һөзүрлинидиған, милләт батурлириға һәвәс қилидиған, бирақ милләт рәзгилиридин нәпрәтлинидиған киши еди!  Дадам Зордун Сабир яки Абдуреһим  Өткүрләрдәк даңлиқ язғучиму әмәс. Амма уларниң вә улардәк хәлиқ сөйгән язғучиларниң әсәрлириниң әқиллиқ оқурмәни вә өзиму аддий бир қәләм һәвәскари еди! Дадам дәвримиздики вә өткән мәзгиллиримиздики мәрданә оғулларниң басқан излири вә савақлириға һиссият көзи билән әмәс, бәлки әқил көзи билән қариғучи еди! Дадам уйғур миллитиниң, болупму өзи көпирәк яшиған диярниң шанлиқ тарихи өтмүшлирини, азаплиқ налилириға қариғанда, батурлуқ шәҗирисини қайта тикләш йолида тиришқучи, издәнгүчи, шуниңдәк бу тарихийлиқ роһни авамға тәрғиб қилғучи еди! Дадам өз новитидә йәнә дуниядики башқа һәрқандақ бир дадиға ортақ болған чоңқур дадилиқ меһиргә егә, йәни өз пәрзәнтлиригә меһриван вә көйүмчан дада еди. Дадам пәрзәнтлиригә кичигидин башлап, сода-тиҗарәт қилип, қандақ пул тепиш яки бейиш, қандақ раһәт турмуш кәчүрүш, қандақ өсүп, башлиқ болуш сәнъити һәққидә әмәс, бәлки батур Тәңриқут, Куршат, Моюнчур, Султан Сутуқ Буғрахан, Султан Сәйидхан, шуниңдәк йәнә Садир Палван, Назугум, Майсихан, Ғени Батур, Ризвангүл, Лутпулла Мутәллип, Абдуниязбәг вә башқа йүзлигән уйғур қәһриманлири, Әбу Насир Фараби, Махмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип, Әлишир Навайи вә башқиму йүзлигән мәдәнийәт намайәндилири һәққидә һекайә сөзләп беридиған дада еди! Дадам «әлгә кирсәң елиңчә, суға кирсәң белиңчә» дегән уйғур атилар сөзиниң әң яхши әмәл қилғучиси болуп, униң достлири дехан, содигәр, һүнәрвән, аддий җәмийәт кишилири, кадр вә зияли еди. Җәмийәтниң әң илғар кишилири, милләтниң әң җәңгивар кишилири дадам әң һөрмәт қилидиған инсанлардин еди. У уйғур зиялилири, әдип-шаирлири, алимлири, җамаәт вә мәдәнийәт әрбаплиридин Абдуреһим  Өткүр, Турғун Алмас, Имин Турсун, Абдулла Талип, Сопахун Савуров, Зордун Сабир, Ғази Әмәт охшаш йүзлигән тонулған мәдәнийәт-маарип әрбаплириниң, тарихий шаһитларниң, көплигән пешқәдәм, яш вә оттура яш зиялиларниң дости һәм пикирдиши еди. Әлвәттә, бу йәрдә уларниң һәммисиниң исимлирини санап болалмаймән. Болупму дадамниң қәләм вә әләмниң икки символи Абдуреһим  Өткүр вә Сопахун Савуров билән болған достлуқ мунасивити өзгичә еди. Дадамниң нәзиридә Абдуреһим  Өткүр ХХ-ХХI әсирләрдики уйғур зиялилири, әдиплири вә алимлириниң үлгиси болуп, һәрқандақ бир зияли, алим вә әдип чоқум европилиқ яки азиялиқ, әрәп-парис яки башқа һәрқандақ бир хәлиқтин чиққан дуниявий бүйүк намайәндиләрни әмәс, бәлки өз миллитидин чиққан Махмут Қәшқәрий, Йүсүп Хас Һаҗип вә ХХ әсирдә өткән Абдуреһим  Өткүрни өзигә көптәрәплимилик үгиниш модели қилиши керәк еди.

         Дадам өз һаятида көп изтирапларни чәккән вә түрлүк бесимларға дуч кәлгән болсиму, амма у һечқачан өз ирадисидин янмиған вә бу бесимлар алдида һәрдаим тик турушқа адәтләнгән еди. Дадам 1958-жили йәрлик милләтчиликкә қарши туруп, стиль түзүтүш һәрикитидә йәрлик милләтчилик билән әйиплинип, Ақсу шәһиригә жиғилған оқутқучилар арисида коллективлиқ күрәшкә тартилған болсиму, бирақ өз мәйданида чиң турған. Мәдәнийәт инқилави мәзгилидә, йәни совет-җуңго мунасивәтлири рәқиплик болған мәзгилдә, Учтурпандики қирғизлар вә уларниң бир қисим әрбаплири «чәткә қечиш груһиға» бағлинип, хата һалда күрәшкә тартилғандиму дадам оттуриға чиқип, қирғизларни ақлиғанлиғи үчүн охшашла тәнқит астиға елинған, амма кейин бу қирғиз зиялилири ақланған. Шуниңдин кейин дадам Үчтурпандики қирғизларниң йүксәк һөрмитигә еришкән, чүнки дадам уларниң бешиға еғир күнләр кәлгәндә көкирәк кирип чиқип, уларни һимайә қилған еди. Дадам һәр вақитта адаләт вә һәққанийәт тәрәпдари болуп, әмәл тутуш, өсүш йолида вә өз мәхсити һәм мәнпийитигә йетиш үчүн тәхсикәшлик қилидиған, өз достлирини вә қериндашлирини сатидиған номуссиз илләтләргә нәпрәт көзи билән қаратти вә ундақларға нәштәрдәк сөзләр билән зәрбә берәтти.

Дадамниң кәспий хизмәт һаяти

         Мениң дадам Турсун Барат 1936-жили, Қәшқәрниң Пәйзиват наһийәсигә қарашлиқ Әгитерәк йезисидики җапалиқ деханчилиқ меһнити билән һаят кәчүридиған диний өлүма вә мәдрисә оқутқучиси Баратахун хәлпәт аилисидә дунияға кәлгән. Дадамниң сөзләп беришичә, дадам өзидин  илгири бирқанчә әвлат киши тәрипидин еғиздин-еғизға  қалдурған вә дадиси һәм  тағиси тәрипидин йезип  давамлаштурулған аилә шәҗирисигә егә болған болуп, у шу асаста төрт әсиргә йеқин вақит давамлашқан җәмәт шәҗирисини турғузуп чиққан. Бу шәҗирә бойичә дадамниң дадиси йилтиз җәһәттә сәйидийиләр ханданлиғиниң кейинки дәвригә тутушиду. Дадамниң бовиси диний өлүма киши болған вә дадамниң дадиси, йәни мениң бовам Баратахун бүйүк алим Һүсәйин Тәҗәллиниң ярамлиқ оқуғучиси болған. У оқушни тамамлиғандин кейин Пәйзиватқа қайтип, бир өмүр деханчилиқ вә хәлпәтлик билән шуғулланған һәм бу диярдики даңлиқ «хәлпәтләрниң» биригә айланған,  шуниңдәк 1934-1937-жиллири Қәшқәр әтрапида йүз бәргән азатлиқ қозғилаңлириға актип қатнашқан. Бовимиз дадамға өйдә диндин сават берип, қуръан саватини толуқ чиқарған. Шуниң билән бир вақитта йәнә уни Пәйзиваттики тунҗа пәний мәктәпкә әвәтип тәрбийилигән еди. Дадам бу мәзгилдә бовимиздин йәнә парис тили вә чағатай тил-йезиғини үгинип, классик қолязма әсәрлирини раван оқалайдиған сәвийәгә йетип, әйни вақиттики мәдрисиләрдә оқуйдиған классик қолязмиларниң хелә көп қисмини үгәнгән.

         Дадам 1951-1956-жиллири Қәшқәрдики, йәни, әйни вақитта пүтүн җәнубий районлардики әң жуқури билим дәргаһи һесапланған Қәшқәр дарилмуәллиминдә оқуған болуп, Қәшқәр дарилмуәллимин дадам қатарлиқ бир әвлат уйғур зиялилириниң шәкиллиниши вә риваҗлинишидики асасий булаққа айланған еди. Мәзкүр билим дәргаһида уйғурларниң бир түркүм  даңлиқ зиялилири оқуған еди. Дадам әшу зиялилар билән савақдаш болған. У 1956-жили оқушни пүтүрүп, Учтурпанға тәхсим қилинғандин кейин, 1957-жили Үчтурпандики тунҗа оттура мәктәп 1-оттура мәктәпни вә кейинирәк болса, имамлирим йезилиқ оттура мәктивини бәрпа қилишта һәл қилғучи рольларни ойниған. Қедимий дияр Үчтурпандики тунҗа толуқ оттура мәктәпләр-наһийәлик 1-оттура мәктәп вә иманлирим йезилиқ оттура мәктәп беналириниң тунҗа хишлири, мәктәп бағлириниң тунҗа көчәтлири дадам вә униң башқа бирқанчә нәпәр кәсипдашлири тәрипидин бирликтә қоюлған вә тикилгән еди. Дадам 1957-1958-жиллири Үрүмчидики Шинҗаң институтида билимини ашурғандин кейин, йәнә Үчтурпанға қайтип келип, маарип хизмитини давамлаштурған. У әйнә шуниңдин таки 1980-жилларниң ахириғичә Үчтурпанда мәдәний-маарип, тәшвиқат саһасидә ишлиди. 1992-жилниң ахири Үрүмчигә йөткилип келип, таки 1997-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Үрүмчи шәһәрлик кадрлар мәктивидә оқутқучи болуп хизмәт қилди. 1997-жилдин 2017-жилғичә һөрмәтлик дәм елишта болсиму, асаслиғи пүтүн вақтини илмий тәтқиқатқа сәрип қилди. Бу җәриянда дадам көп тарихий шәхсләр, тәтқиқатчилар билән учрашти, үгәнди вә материал топлап, йезиқчилиқ билән шуғулланди. Дадам өзидин чоң тарихий шаһитлар билән сөһбәтдаш болуп, улардин тарихий мәлуматларни егилиди. Ширип Хуштар, Тохти Бақи, Абдулла Талип, Сопахун Савуров, Музәппәр Әпәнди, Имин Турсун вә башқиму йүзлигән ХХ әсирниң биринчи йеримини баштин кәчүргән, 1944-1949-жиллардики миллий инқилапқа қатнашқан тарихий шәхсләр, зиялилар дадамниң  йеқин пикирдаш достлири болған еди. Дадам «Шинҗаң тәзкиричилиги», «Шинҗаң тарихий материаллири», «Шинҗаң мәдәнийити» вә башқиму мәтбуат органлиридики вә Шинҗаң университети, Шинҗаң педагогика университети, Иҗтимаий пәнләр академийәси вә башқа тәтқиқат орунлиридики пешқәдәм вә яш зиялилар билән йеқин достлуқ вә пикирдашлиқ алақилиридә болғанлиғи үчүн зиялилар арисида дадамни билмәйдиғанлар аз еди. Дадам  өзи көп һәмсөһбәт болған Ғопур Өмәр, Аббас Бурһан, Нурмуһәммәт Дөләти, Исламҗан Ширип, Муһәммәт Йүсүп, Өмәр Молла, Керәм Сайим вә башқа тонулған зиялиларниң исмини һөрмәт билән көп ататти. Дадам бу зиялилар билән илмий алақидар арқилиқ уларға өзиниң билгәнлирини билдүрәтти вә уларниң билимлирини үгинәтти. Дадам өзиниң мәдәний-маарип һаятида асаслиғи математика, җәмийәт тәрәққияти, сәясий иқтисат, философия, дуния тарихи вә башқа пәнләрдин дәрис бәргән.

Дадам тарихий роһ тиклигүчиси вә тәрғибатчиси еди

Дадам Абдуреһим  Өткүрниң «өзиниң ата-анисиниң кимлигини билмигән киши милләтниң кимлигини билмәйду» дегән сөзлирини дайим тәкрарлаш билән биргә Өткүр әпәндиниң бу сөзлиригә «бир милләтниң бир пүтүн тарихи бир аилидин, бир қовумдин вә бир юрттин башлинип, ахирида жуғурулуш арқилиқ шәкиллиниду» дегән сөзни қошумчә қилған еди. Бәлки шуниңдин болса керәк дадам бир пүтүн уйғур хәлқиниң тарихини өзи 37 жил хизмәт қилған Учтурпанниң йәрлик тәзкирисидин башлиған еди. Дадам тарихий тәзкирә һәвәскари болғанлиғи үчүн нәгила барса, шу җайниң тарихи вә шу җайда йүз бәргән муһим тарихий вақиәләр, шуниңдәк у җайда өткән мәшһур шәхсләр һәққидә издинидиған тәзкиричи вә вақиәшунас еди. У Үчтурпанға қәдәм қойғандин башлап, уйғур тарихидики муһим вақиәләр билән толған мәзкүр юртниң тәзкирилири һәққидә издинишкә киришкән. Әслидә Совет Иттипақиниң Оттура Азия райони, җүмлидин Иссиқкөл бойиға өтидиған чегара-өткәл шәһири Үчтурпанда ХХ әсирниң башлирида сабиқ чар Россия вә кейинки Совет Иттипақидин қечип вә көчүп кәлгән уйғур, өзбәк, қирғиз вә башқа хәлиқ вәкиллириниң сани хелә көп болуп, бу җайда Совет Иттипақиниң мәдәнийәт, сода-иқтисат вә башқа җәһәтләрдики тәсири хелә чоңқур еди. Чүнки Үчтурпан ХХ әсирниң башлиридин башлап, Оттура Азия билән Уйғур дияриниң асаслиқ сода алақә мәркизи болуп, Оттура Азияға экспорт вә импорт қилинидиған мәһсулатлар бу җай арқилиқ өткүзүләтти. Бу җайда 20-30-жиллирила бирқанчә пәний мәктәпләр ечилған вә сәнайи-нәписләр қурулған, һәтта 1937-жили пүтүн Уйғур дияри бойичә тунҗа қетимлиқ көп кишиниң велосипед миниш мусабиқиси елип берилған еди. Мәзкүр шәһәргә Абдуреһим  Өткүр, Абдукерим Аббасов, Лутпулла Мутәллип вә башқа онлиған әрбапларниң қәдәмлири йәткән, шуниңдәк ХVIII-ХХ әсирләрдә бу җайда пүтүн уйғурлар тарихиға тәсир көрсәткән вә уйғурларниң умумий тарихи бәтлиридин орун алған көплигән сәясий вақиәләр йүз бәргән еди.

Дадамниң Үчтурпан тарихи тәзкирилиригә қизиқиши, шундақла бу юртниң хошна Россия вә кейинки совет Оттура Азияси билән болған алаһидә мунасивәтлиридин, җүмлидин Үчтурпандики өзи қурған аилиниң келип чиқиш шәҗирисидин башланған еди. Дадам Үчтурпанға келип, бәш жилдин кейин әйни вақитта Қәшқәр педагогика алий техникумини пүтүрүп, өз юрти Үчтурпанға қайтип кәлгән анам Нурниса Абдуреһим  билән аилә қурған. Ана тәрәптин җәмәтимизниң өзгичә бир тарих мусаписи бар. Анамниң дадиси, йәни бовам Абдуреһим  дамолла Қәшқәр Бәшкерәмдики Аваттин болуп, у Қәшқәр ханлиқ мәдрисини тамамлиған. Андин ХХ әсирниң бешида Әнҗанға чиқип кетип, тиҗарәт билән шуғулланған еди вә тез бейип, Россияниң Москва, Петербург, Оренбург, Шәмәй вә башқа шәһәрлиридә тиҗарәт қилған. У шундақла әң ахирида Иссиқкөл бойидики қәшқәрликләр, йәни қәшқәрлик уйғурлар әң көп олтурақлашқан чоң сода порти Қарақол яки руслар тәрипидин Пржевальск дәп аталған шәһәргә келип, чегара содиси билән мәшғул болиду. Униң содиси ронақ тепип, шу җайлардики алдинқи қатарлиқ тиҗарәтчиләрниң биригә айлиниду. Бовимиз әйнә шу чағда Қарақол шәһиридә туғулуп өскән әсли пәрғанилиқ уйғурлардин Моллахун җәмәтиниң қизи-момимиз Рабинниса билән той қилған. Бовимиз вә башқа бәш қийининиси билән бирликтә содида техиму ронақ тепип, Октябрь инқилавиниң алди-кәйнидә Пржевальск, йәни Қарақол шәһиридә 1944-1949-жиллиридики миллий-азатлиқ инқилап рәһбәрлиридин бири Абдукерим Аббасовниң дадиси Һашим ақсақал вә Миллий Армия полковниги Муһәммәт Имин Иминовниң дадиси қатарлиқ әрбаплар билән йеқин достлуқ вә һәмкарлиқларда өткән. У шундақла Қарақол шәһиридики чоң  бир қора-жайни бир рус байдин сетивелип, чоң җәмәт териқисида пүтүн уруқ-туққанлири билән бирликтә яшиған. Вәһаләнки, Октябрь өзгиришидин кейин йүз бәргән бир қатар ислаһатлар, җүмлидин 1929-1930-жиллири кооперацияләштүрүш долқунида байлар, йәр вә егилик егилири «бай-кулақ» дәп әйиплинип, тутқун қилинип, Сибирьға сүргүн қилиниш вақиәлири йүз бериватқанда бовимиз вә қейининилири, башқиму йүзлигән өзигә охшаш уйғурлар билән бирликтә Ғулҗиға қечип өткән. Арқидин пүтүн җәмәтини көчирип келип, ахири вәзийәт оңшалса қайтип кетимиз дегән үмүттә Қарақол шәһиригә хошна Үчтурпанға келип маканлашқан. Бу жутқа бовимиз вә момимиз җәмәтидин башқа йәнә Абдукерим Аббасовниң ака-инилири, дадиси вә уруқ-туққан қериндашлири, шуниңдәк йәнә башқа йүзлигән илгири Қарақол шәһиридә яшиған уйғур, өзбәк, қирғиз, туңган, бир қанчә татар аилилири келип маканлашқан болуп, уларниң һәммиси әгәр Совет Иттипақида вәзийәт яхшиланса, «Қарақолдики ташлап кәткән өй-маканлиримизға қайтип кетимиз» дегән үмүттә болған. Әпсуски, уларниң бу арзулири әбәдий әмәлгә ашмиған болуп, вәзийәт яхшилиниш әмәс, бәлки совет һөкүмити ташлап кетилгән өй-маканларни мусадирә қилиш билән ахирлашқан. Бовимизниң Қарақол шәһиридики чоң үч жүрүш бенадин тәркип тапқан қора-җайи совет һөкүмити тәрипидин мусадирә қилинип, Иссиқкөл вилайәтлик дохтурханиға айландурулди. У Совет Иттипақи йимирилгәндин кейинму өсмә-кесәлликлири дохтурханиси сүпитидә хизмитини давамлаштурди.

Дадамни алаһидә қизиқтурған йәнә бир нухта шуки, бовимиз Абдуреһим  дамолла билән Һашим ақсақал җәмәтиниң Қарақолдин тартип давамлишип кәлгән йеқин вә уруқ-туққан вә қудилиқ мунасивити болуп, 1945-жили Абдукерим Аббасовниң Үчтурпандики иниси Артиқ Аббас билән Абдуреһим  дамоллиниң чоң қизи, йәни анамниң һәдиси Һәнипә ханим, аилә қуруп, узун өтмәй, Аббасов вә Сопахун башлиған қошун Ақсуға чүшкәндә, Үчтурпандики тәшкилатниң ғоллуқ әзаси Артиқ Аббас өз иниси Сейит Аббас қатарлиқ 18 нәпәр яш билән биргә гоминдаң җаллатлири тәрипидин өлтүрүлгән еди. Униң алдида болса, Совет Иттипақиниң Москва шәһиридә алий мәктәптә оқуветип, тәтилгә қайтип кәлгәндә, өзиниң һәдә вә ака-қериндашлири билән биргә Ғулҗаға қечип келип, кейин Үчтурпанға маканлашқан чоң тағимиз, йәни, момимизниң иниси Өмәрҗан, 1938-жили җаллат Шең Шисәй тәрипидин Махмут Муһити тәрәпдарлири дәп әйипләнди вә 1943-жили Үрүмчи түрмисидә өлтүрүлди. Бовимиз Абдуреһим  дамолла 1933-жили Хоҗанияз һаҗи қатарлиқлар Үчтурпанға кәлгәндә, Үчтурпан вә Ақсу тәвәсидин зор миқдарда қой жиғип, униң Совет Иттипақидин қурал сетивелиш ишлирида актив роль ойниғучилар еди. У шундақла биринчи җаһан уруши мәзгилидә Россия армиясигә әсиргә чүшкәндин кейин, Оттура Азия арқилиқ бу жутқа қечип кәлгән вә жигирмә жилдин артуқ вақит маканлишип қалған. Бовимиз Абдуреһим  әсли Османли армиясиниң офицери Қазим әпәнди билән алаһидә йеқин достлуқ орнатқан вә униң 1933-1934-жили Үчтурпанда Хоҗанияз һаҗи үчүн ярдәмчи қошун тәшкилләп, мәшиқ қилдуруш ишлирини йеқиндин қоллиған еди. Казим әпәнди кейин Түркийәгә һайдап чиқирилиш алдида униң тәливи бойичә пүтүн өй-бисатлирини бовимиз сетивелип, қолиға нәқ пул вә алтун берип, уни йолға салған екән. Демәк, кичиккинә бу чегара шәһәр әйнә шундақ бизниң аилә тарихимиз вә йәнә йүзлигән кишиләрниң әҗайип аилә тарихи тәзкирилири билән толған еди. Аилимизни өз ичигә алған йүзлигән кишиләрниң аилә тарихи мусапилири самаварханиларда чай ичип, пешқәдәмләр билән сөһбәтлишишни яхши көридиған дадамни өзигә алаһидә җәлип қилған еди. Униң үстигә, Үчтурпан қедимида, йәни миладийәниң алди-кәйнидә, Бәдәларт арқилиқ Оттура Азиягә өтидиған муһим өткәл болған вә Тәңри тағлириниң җәнубидики шәһәр-дөләтлириниң бири сүпитидә Тарим-Тәклимакан вадисини Иссиқкөл вә Оттура Азия яйлақлири билән туташтуруш, көчмән қәбилиләр билән олтурақ һаяттики қәбилиләр арисини бағлаш ролини ойниған җай еди. ХI әсирдә өткән Махмут Қәшқәрийму өзиниң «Түркий тиллар диванида» Үчниң қедимий шәһәр екәнлиги һәққидә изаһат бәргән. Үч, йәни кейинки Үчтурпан, шәрқий чағатайлар вә доғлатлар җәмәти, җүмлидин Мирза Абубәкри һәм сәйидийәләр сулалиси дәвридә Иссиқкөл вә башқа районларни идарә қилиштики мәркизий районлуқ вәзиписини атқурған.

Үчтурпан ХVIII әсирдә җуңғарларниң Қәшқәрйәни егилишидики алдинқи сәп, шуниңдәк манҗурларниң Қәшқәр-Яркәнт тәрәпләргә һуҗум қилип киришидики өткәл еди. Үчтурпан 1759-жили манҗур-чиң қошунлири Ханхоҗа вә Бурһанидин хоҗиларниң қаршилиқ көрситишлирини йоқитип, пүтүн җәнубий районларни өз ишғалийити астиға аллди вә алтә жилдин кейин, пүтүн Уйғур дияри бойичә тунҗа қетим чиң империйәсигә қарши қозғилаң көтирип, дүшмәнни мәғлуп қиллған еди. Үчтурпан шундақла император Чйәнлоңни уйғурларға қаратқан бурунқи қаттиқ бастуруш сәяситини тәңшәп, уни юмшитишқа мәҗбур қилған қәһриман шәһәр болған еди. Үчтурпан хәлқи бу қозғилаңни алтә ай давамлаштурған болуп, Или генерали Миңрүй 10 миң кишилик атлиқ қошун вә башқа тармақ қошунлар билән бирликтә Үчтурпан шәһирини алтә ай әтрапида қоршап һуҗум қилған болсиму, амма шәһәрни бойсундуралмиған. Шәһәр ичидики әр-аял, қери-яш һәммиси җәңгә қатнишип, чиң қошунлириниң сепилға чиқишиға йол қоймиған. Улар ачарчилиқ, кесәллик вә башқа түрлүк қийинчилиқларға баш әгмәй, қаршилиқ көрсәткән болуп, ахири ичидин сетивелинған хаинлар қозғилаңни мәғлубийәткә учратқан еди. Үчтурпан хәлқиниң мундақ алтә ай шәһәрни мудапиә қилип, қәһриманлиқ билән уруш қилиши уйғурлар дияриниң тарихида илгири вә кейинму көрүлүп бақмиған. Һәтта падиша Чйәнлоң Үчтурпан қозғилиңини вақтида бир тәрәп қилалмиғанлиғи үчүн икки қоманданиға өлүм җазаси бәргән еди.

Мана, бу бир қатар тарихий вақиәләр дадамниң тарихий тәзкиричилик ишлириға болған қизғинлиғини күчәйтиш ролини ойниған еди. Дадам алди билән 1970-жилларда ишни  Үчтурпандики «Жигдә йеғилиғи» вә «Йәттә қизлирим» тәзкирилирини тәтқиқ қилип, уни қайтидин тикләштин башлиди У  әйни вақитта хәлиқ ичидики ривайәтләр вә қолязмиларни топлап, башқа материаллар билән селиштуруп, тәтқиқ қилди. Дадам 1979-1980-жиллири Үчтурпандики «Йәттә қизлирим» қәбрисиниң 1765-жилдики Үчтурпан қозғилиңида дүшмәнгә қарши күрәш қилип, өз иппәт-номусини вә ғурурини қоғдап, мәрданиләрчә шеһит болған йәттә нәпәр уйғур қизиниң қәбриси екәнлигини испатлиған еди. Бу нурғун паалийәтләрни қилип, ахири мәзкүр йәттә батур қизниң кона вә бузулған қәбриси орнида һәйвәтлик мәқбәрә турғузушқа түрткә болди. Дадам шундақла мәқбәри йениға йәттә қизниң қәһриманлиқлириға аит хатирә тешини тикләп, мәтинини өзи тәйярлиди. У хәлиқ ичидики «Жигдә йеғилиғи» һәққидики түрлүк ривайәтләр вә хатириләрни топлап, чиң сулалиси тарихий материаллириға селиштуруп, «Жигдә йеғилиғи»ниң дәл 1765-жили 2-айниң 14-күни Әсмитулла бәг вә Рәһмитулла бәг башчилиғида йүз бәргән манҗу империясигә қарши азатлиқ қозғилиңи екәнликини муқимлаштурди. Дадам шу жилларда Үчтурпан қозғилиңиға, йәни «Жигдә йеғилиғи»ға мунасивәтлик хәлиқ қолидики язма вәсиқиләрни тепишқа тиришип, бәзи вәсиқиләргә егә болған еди. Булар йәттә қизниң исимлирини вә уларниң күрәш-паалийәтлирини бекитиштә муһим жип учи болған еди. Дадам тунҗа болуп, мәзкүр йәттә батур қизниң башламчисиниң исминиң Майсихан екәнлигини, шундақла башқилириниң исимлирини бәкитип муқимлаштурди. Әйнә шуниңдин етиварән Үчтурпан вә уйғур тарихида ХVIII әсирдә манҗу-чиң сулалисиға қарши күрәш қилған аял қәһриманлар, йәни Майсихан башлиқ йәттә қизниң исми турғузулди.

Дадам әйнә шу бир жүрүш, тәкшүрүш, топлаш вә тәтқиқ қилиш җәриянлири арқилиқ 1765-жилдики Үчтурпан қозғилиңи һәққидә 1980-жилларда әң дәсләптә «Шинҗаң педагогика университети илмий журнили», «Шинҗаң яшлири» вә башқиму мәтбуатларда бирқанчә парчә илмий мақалә вә аммибаблиқ мақалиларни елан қилди. У үчтурпанлиқ шаир, йәни дадамниң оқуғучиси Ибраһим Қурбанниң «Йәттә қизлирим» дастаниниң пүтүн тарихий вақиәлигини өзи биваситә тәйярлап бәрди. Шуниңдәк әйнә шу дадам топлап бәкиткән йәттә қиз вә Үчтурпан қозғилиңи һәққидики һөҗҗәтлик тарихий тәпсилатлар 1984-жили Ақсу сәнъәт өмиги тәрипидин даңлиқ «Мөлчәр тағ боранлири» драмисиниң ойнилиши үчүнму хам материал асаси болди.

Дадам пүтүн Үчтурпан жутлирини арилап жүрүп, униң аһалисиниң иҗтимаий тәркивини, 1765-жилдики қозғилаңниң алтә айлиқ қаршилиқтин кейин бойсундурулуп, аһалиниң қирғин қилинип, Илиға сүргүн қилинғандин кейин, Турпан, Қәшқәр, Яркәнт қатарлиқ җайлардин көчирип келип орунлишиши арқилиқ шәкиллиниш җәриянлирини тәкшүрди вә бирқанчә парчә мақалә тәйярлиди. Дадамниң йәнә бир издиниш төһписи шуки, у ХIХ әсирдә Ақсу диярида яшап, 1864-1865-жиллири Кучарда партлиған Рәшидин хоҗа рәһбәрлигидики қозғилаңниң пүтүн Ақсу вилайити вә башқа җайларға йейилиши һәққидә йезилған тарихий дастан «Зәпәрнамә»ниң муәллипи Молла Шакирниң әсли Үчтурпанда яшап, вапат болғанлиғини, униң Совутқа дегән йәргә дәпнә қилинғанлиғини, бу җайдики хәлиқ ичидә пәқәт «Бир молла» кишиниң қәбриси дәп қарилип келингән вә вәйранчилиққа учриған бир мазарниң Молла Шакирниң қәбриси екәнликини хәлиқ ичидики түрлүк фактлиқ учурлар, тарихий шәхсләр вә мазар шәйхлириниң гуваһлиқ беришлири, шундақла язма мәнбә учурлири арқилиқ испатлап чиқти һәм буниң барлиғини «Булақ» журнилида Молла Шакирниң қәбрисини бекитишкә аит илмий тәкшүрүш докладини елан қилди. Нәтиҗидә йүз жил әтрапида егисиз қалған бу қәбриниң егиси бәкитилип, уйғур классик әдәбиятидики намайәндиләрниң бири Молла Шакирниң қәбриси 1980-2000-жилларда хәлиқниң, шу җүмлидин зиялиларниң Үчтурпандики зиярәт қилидиған муқәддәс җайиға айланди.

         Дадамниң йәнә бир төһписи шуки, у 1945-жили Лутпулла Мутәллип, Билал Әзизи, Абдулла Рози вә башқиму ақсулуқ зиялилириниң «Яш учқунлар тәшкилати»ниң Үчтурпандики паалийәтлири һәққидә тәкшүрүш елип барди. У  әйни вақиттики Үчтурпанниң «Яш учқунлар»ниң асаслиқ мәркәзлириниң биригә айланғанлиғи, Сопахун Савуров, Абдукерим Аббасов, Қасимҗан Қәмбири қатарлиқлар башлиған партизан отряди Ақсуни қоршавға алғанда, гоминдаң җаллатлириниң Ақсу вә Үчтурпанда тәңла қирғинчилиқ қилип, Үчтурпандиму Аббасовниң икки иниси башлиқ 18 яшниң өлтүрүлүш җәрянини ениқлап чиқти. Бу һәқтә тунҗа қетим драма әсәри йезип елан қилди вә мәхсус узун мақалә тәйярлап, «Шинҗаң тәзкиричилиги» вә башқиларда елан қилди. Дадамниң қаришичә, Сопахун қатарлиқлар башлиған партизанларниң инқилапқа тәйяр болуп қалған Үчтурпанға кәлмәй, әксичә Ақсуда узун туруши тактика җәһәттин хаталишиш болған еди. Улар әслидә Үчтурпанға һуҗум қилип кәлгән болса, Үчтурпан хәлқи ичидин маслишатти вә шәһәрни елиш һәм қошунни көпәйтиш асан болатти. Жәнубий вилайәтләрдики наһийәләр ичидә Совет Иттипақиниң тәсири бир қәдәр күчлүк һесаплинидиған, униң үстигә аһалисиниң мәдәнийәт вә аң сапаси һәм инқилапқа интилиш қизғинлиғи нисбәтән жуқури һесаплинидиған Үчтурпан аһалиси,  болупму униң яшлири өз жутидин чиққан миллий инқилап рәһбири Абдукерим Аббасовниң қошун башлап, Ақсуға кәлгәнлигини аңлап, униңға аваз қошушқа тәйярлинип болған еди.

Дадам 1980-жилларда мәдәнийәт инқилавидин кейинки азирақ нәпәс елиш имканийити болған пурсәттин пайдилинип, Үчтурпанда өлтүрүлгән бу 18 қәһриманниң қисмәтлири вә уларниң әркинлик үчүн елип барған күрәшлири һәм от жүрәк шаирлардин Лутпулла Мутәллип вә Абдулла Рози қатарлиқларниң Үчтурпанға мунасивәтлик иш-һәрикәтлири, җүмлидин Абдулла Розиниң «Өгәй ана» драмиси вә униң Үчтурпандики айрим паалийәтлири һәққидә айрим мақалиларни елан қилди. Дадам тарихий нуқтидин 1945-жили 5-8-айлар арисида Ақсу вә Үчтурпанда Ғулҗа инқилавиға маслишип һәрикәт қилиш паалийәтлирини елип барған зиялиларниң мәхпий тәшкилатини айрим-айрим тәшкилат әмәс, бәлки бир туташ тәшкилат дәп қариған. Шу сәвәптин Жав Хәнчи қатарлиқ җаллатлар икки җайдики зиялиларни охшаш вақитта қирғин қилған. Дадам әйнә шу Үчтурпанда қирғин қилинған 18 нәпәр яш зияли үчүн коллективлиқ хатирә ялдамисини тикләш истигидә болуп, тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, амма униң бу ғайиси әмәлгә ашмиди. У 1979-жиллардин таки Үчтурпандин қайтип кәткичә болған арилиқта Үрүмчи, Қәшқәр, Ақсу қатарлиқ җайлардики алий билим дәргаһлиридин Үчтурпанға практикиға кәлгән оқуғучилар вә оқутқучилар, шундақла Үрүмчи, Қәшқәр, Ғулҗа, Хотән вә башқа һәр җайлардин бу маканға зиярәткә кәлгән зиялилар, шаир-язғучиларниң учришидиған кишисигә айланди. Дадам уларни һәр вақит йәттә қизлирим мәқбәриси, Молла Шакир мазари, Мөлчәртағ қатарлиқ җайларға башлап чиқип, уларға бу жутниң қәһриманлиқ шәҗирисини сөзләшни адәт қилған еди. Дадамниң ағзидин бу жутниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң қәһриманлиқ тарихий мусапилири һәққидә аңлимиған һәр кәсипкә аит адәмләр аз болмиған еди.

Дадамниң қариши бойичә алғанда, әйни жилларда уйғурларда өз хәлқиниң шанлиқ өтмүш тарихи, тарихта қурған ханданлиқлири, бүйүк намайәндилири һәққидики чүшәнчиләр вә билишләр кәмчил болған. Хәлиқ умумиййүзлүк һалда өз тарихидин бихәвәр қалған еди. Һәтта Үчтурпан хәлқиниң тарихидики мәшһур Үчтурпан қозғилиңи вә униң йетәкчилири Рәһмитулла вә Әсмитулла бәгләр һәққидә, Майсихан башлиқ йәттә қизниң қәһриманлиқлири, ХIХ әсирдики Молла Шакир һәм 1930-жиллардики Үчтурпанда елип барған Хоҗанияз һаҗи һәрикәтлири вә 40-жилларда бу жуттики яш зиялиларниң жүргүзгән азатлиқ үчүн күрәшлири вә башқа көплигән тарихий вақиәләрдин бехәвәр еди. Қедимий вә оттура әсир тарихи улар үчүн техиму қараңғу еди. Мундақ әһвал астида милләтниң тарихини тикләш вә хәлиқни тарих билән тәрбийиләш милләтниң истиқбали үчүн интайин зөрүр еди.

Дадам тарих-тәзкирә тәтқиқатчиси еди

Дадам Турсун Барат өмриниң ахириғичә тохтимай издинип, ХVIII-ХIХ әсирләрдики Үчтурпанда йүз бәргән сәясий, иҗтимаий вақиәләр, йәни Үчтурпан қозғилиңи вә башқилар һәққидә, 1930-жилларда Уйғур дияриниң җәнубида йүз бәргән тарихий вақиәләр, җүмлидин Абдуниязбәгниң 1937-жилдики қозғилаң паалийәтлири, Үчтурпанни өз ичигә алған Ақсу дияридики йәр-җайлар, мазарлар, мәдәний-маарип, сәнъәт тәзкириси вә башқиму уйғур тарихиға, мәдәнийитигә аит көплигән мәсилиләр һәққидә йүз парчиға йеқин мақалә елан қилди вә тәйярлиди. Дадамниң мақалилири асасән «Шинҗаң тәзкиричилиги», «Шинҗаң тарихи материаллири», «Шинҗаң сәънити», «Шинҗаң педагогика университети илмий журнили», «Азия киндиги»,  «Шинҗаң гезити», «Ақсу гезити», «Шинҗаң тарих мәдәнийити» һәм башқа мәтбуатларда елан қилинип турди. Дадам өзиниң көп жиллиқ издинишлири асасида мәрһум иним Абдуреһим  Турсун билән бирлишип, «Қедимий дияр Үчтурпан» намлиқ, Үчтурпанниң қедимдин таки ХХ әсирниң ахириғичә болған арилиқтики сәясий тарихи тәзкириси, мәдәнийәт-маарип, сәнъәт тарихи, Үчтурпандики мәшһур җайлар вә бу жут билән мунасивәтлик мәшһур шәхсләр һәм башқиму мәзмунлар бойичә чоң һәҗимлик китавини тәйярлиған еди. У өзиниң бу әсәригә 40 жилдин артуқ вақит мабайнида Үчтурпанға аит топлиған материаллирини киргүзгән еди. Мол вә системилиқ мәлуматларға егә бу әмгәк түрлүк сәвәп-амиллар нәтиҗисидә он жил әтрапида нәқ нусхиси қолида сақлинип, нәшир қилинмай қалди. 2013-жили инимниң туюқсиз вапатидин кейин бу әсәрни нәшир қилиш техиму қийин болди. Дадам буниңдин башқа йәнә «Уйғурларниң чай мәдәнийити» мавзусидики мәхсус китавини һазирлиған болуп, буниңда һәрқайси уйғур жутлириниң чай мәдәнийити, уйғурлардики самавархана-чайхана мәдәнийити, чай ичиш вә тәйярлаш сәнъити вә башқа түрлүк мәсилиләр һәққидә мәлумат бәргән. Дадам Абдуреһим  Өткүр вә униң аилиси билән болған көп жиллиқ достлуқ меһрини қәдирләп, өзиниң Абдуреһим  Өткүр һәққидики мәхсус әслимисини язди. Дадамниң ейтишичә, бу әслимидә Абдуреһим Өткүрниң Үчтурпандики паалийәтлириму мәлум салмақни егиләйдикән. У өмриниң ахирқи жиллиридин башлап өзиниң пүтүн елан қилған мақалилирини жиғишқа киришип, уни таллап, бир чоң һәҗимлик мақалиләр топлими тәйярлиған еди. Лекин дадамниң жуқурида аталған әсәрлири, әпсусуки, елан қилиниш күнтәртивидин орун алмиди. Дадамниң булардин башқа йәнә 2005-жили Америкиға кәлгәндә, чағатайчә қолязма шәкилдики икки парчә тарихий әсәриниң бүгүнки уйғур тили йезиғида һазирлиған қолязмиси қолумда сақланмақта. Дадам «Жуңго уйғур тарих вә мәдәнийәт тәтқиқат җәмийити»ниң әзаси, Уйғур автоном районлуқ тарих, мәдәнийәт юртиниң мәхсус тәтқиқатчиси сүпитидә көп қетимлиқ илмий муһакимә жиғинлириға қатнишип, илмий доклад бәргән еди. У ахирқи қетим 2015-жили 78 яшқа киргәнлиги вә саламәтлигиниң яхши әмәслигигә қаримай, Лянҗуда чақирилған «Уйғур тарих вә мәдәнийәт тәтқиқати» илмий муһакимә жиғиниға қатнишип, илмий мақалә оқуған еди. Дадам өмриниң әң ахирқи дәқиқилиригичә кесәл кариветида йетип, қәләм тәврәтти, уйғур хәлқиниң тарихий тәзкирилири һәққидә сөзлиди. Дадамни йоқлап кәлгән һәрбир киши, мәйли қери, мәйли яш болсун, дадам билән болған сөһбәттә болуп, униң кесили, саламәтлиги, әһвали һәққидә әмәс, бәлки тарихий мусапиләр, мәшһур әрбаплар, улуқ инсанлар һәққидики тарихий учурларни аңлап қайтишатти. Дадам билән көрүшкән кишиләр дадамниң шунчә еғир кесәл вә йеши 80 гә йәткән болсиму, униң әстә тутуш қабилийитиниң һәм тарихий тәзкириләргә болған қизиқишиниң нәқәдәр жуқурилиғидин қайил болушқан еди.

Дадамниң тунҗи тарих дәрислири

Биз ата-анимиздин төрт пәрзәнт апиридә болдуқ. Икки оғул, икки қиз. Дадам вә анам һәр иккилиси маарипчи кишиләр болғанлиғи үчүн бизләрни кичигимиздинла тәрбийиләшкә, қаттиқ тәләп қоюшқа әһмийәт бәргән еди. Болупму улар бизниң иҗтимаий пәнләргә болған қизиқишимизға алаһидә тәсир көрсәткәнлиги үчүн болса керәк, биз төрт пәрзәнтниң һәммиси алий мәктәптә иҗтимаий пән кәсиплирини оқудуқ. Дадамниң һаятимда маңа қилған һәрбир муһим тәрбийә сөзлири есимдә қалған болуп , у мениң тарих еңимни вә тарихқа болған қизиқишимни әң дәсләптә өзи ойғатқан еди. Мән башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәптә оқуған 1970-жилларда китапханилардин бирму уйғур тарихиға аит китап тапқили болмайдиған әшу вақитларда дадам маңа «Үч вилайәт инқилави», Әхмәтҗан Қасимий, Махмут Қәшқәрий, Лутпулла Мутәллип, Үчтурпан қозғилиңи вә башқилар һәққидә сөзләп берәтти. Мана булар мениң тунҗа тарих дәрислирим һесапланған еди. Балилиқ вақитлиримда, тәхминән башланғуч мәктәпниң 3-синиплири болса керәк, мән бир күни «Ленин октябрьда» дегән фильмни көрүп, дадамға «Орусларниң әскәрлири бәк һәйвәтликкән, әҗайип ат чаптуридикән» десәм, дадам күлүп кетип, «уйғурларниң әскәрлири улардинму һәйвәтлик болған еди. Улар ат минишқа әҗайип уста еди» деди. Мән «Уйғурларниң әскири қандақ?» дәп сорисам, у  «Уйғурларниң әскәрлирини Или армияси яки Миллий Армия дәп ататти, улар Ғулҗида туратти. Гоминдаңни қоғлап, Манас дәрясиғичә барған» дәп чүшәндүрди. Мән : «Сән уларни көргәнму?» дәп сорисам дадам: «Мән көргән. Улар Қәшқәргә кәлгәндә мән көргән, улар бәк һәйвәтлик еди. Улар бәк йоған, егиз, мүрилири кәң, қураллири хилму-хил атлиқ әскәрләр еди. У чағда мән Қәшқәрдә оқувататтим. Уларни көргән һәммә адәмләр хуш болуп, жиғлишип кәткән еди» дәп тәсвирлиди. Дадам йәнә «У армия 1949-жили Үчтурпанғиму кәлгән еди» деди. Есимдә қелишичә, дадам йәнә Әхмәтҗан Қасими, Ғени Батур вә Садир Палванлар һәққидиму көп сөзлиди. У чағларда бизниң дәрсликлиримиздин Хуаң Жигуаң, Ваңҗе, Доң суңрүйләрни қәһриман дәп биләттуқ. Уйғурлардиму мундақ қәһриманлар бар дәп ойлимиған едуқ. Мана шуниңдин кейин мән пат-пат дадамдин әшундақ вақиәләрни сорайдиған болдум. Дадамму еринмәй җавап берәтти һәм шуниңдин кейин таки мән алий мәктәпкә кәткичә пат-пат дадам вә анам билән тарихий вақиәләр, болупму Ақсу, Үчтурпанларда болуп өткән вақиәләр вә башқилар һәққидә сөзлишәттуқ. Мана буларниң һәммиси мәндә тарихқа болған күчлүк қизиқиш һиссиятимни орғутқан еди. Әмәлийәттә дадам маңа уйғур тарихи дәрисини өз өйимиздә балилиқ вақтимдила башлап болған иди. Шуңа кесип ейтимәнки, дадам мениң тунҗа тарих оқутқучумдур.

Кейинки вақитларда дадам билән мошу әһваллар һәққидә параңлашқинимда, у маңа: «Әвлат алди билән аилидә тәрбийилиниду. Униң кәлгүсидә қандақ адәм болушиға алди билән ата-ана асас салиду. Әйни вақитта сәндәк башланғуч мәктәп оқуғучисила әмәс, һәтта зор сандики чоң адәмләрму, һәтта бир қисим яш оқутқучиларму өз миллитиниң тарихидин бехәвәр еди. Мәктәп дәрсликлиридә уйғур тарихи дегән гәп йоқ еди. Мән саңа әмәлийәттә дәрисни өзәм бәрдим. Әвлат талишиш күришидә мән йәнила ғалип чиқтим дәп ойлаймән. Бирақ һазир вә буниңдин кейин әвлатлар йәнә өз миллий тарихидин саватсиз қелиши мүмкин. Каллиси очуқ, өз миллий тарихидин аз-тола болсиму хәвәрдар ата-аниларниң вәзиписи мүшкүл. Қисқиси, әслидә ата-ана балиларниң тунҗа устазидур» дегән еди. Һәқиқәтәнму бизниң аилимиздә дайим дадам-анам вә қериндашлирим арисида тарихий мәсилиләр, йеңи чиққан китаплар, бирәр даңлиқ язғучиниң әсәрлири һәққидә сөз болатти. Анамму йоруқ көргән һәрқандақ романни вә бәзи мақалиларни таллап оқуп туратти. Тарихий телефильмлирини толуқ көрәтти вә булардики күчлүк әқлий сөзләрни хатириливалатти. Мән оқуп жүргән жилларда дадамниң тәсири вә илһами астида мәндә Үчтурпан қозғилиңи вә йәттә қизниң батурлуғи һәққидә бир роман йезиш қизғинлиғи қозғилип, йезиқчилиққа киришип, «Қанға боялған тағ» романиниң дәсләпки үч бабини пүтәргән едим. Дадам бу әсиримни әйни вақитта Үчтурпанға кәлгән Абдуреһим  Өткүргә көрситипту. Өткүр әпәнди бизниң өйдә олтирип, мән язған мәзкүр тарихий романниң үч бабини сәвирчанлиқ билән оқуп чиқип, буларни бирәр журналда елан қилишни тәвсийә  қипту. Нәтиҗидә бу әсәримниң бир баби әйни вақиттики «Ақсу әдәбияти»ниң 1985-жиллиқ 2-санида елан қилинип, иҗабий тәсир қозғиди.

Дадамниң ейтишичә, бу әсәр 1980-жилларда алий мәктәп оқуғучиси язған тунҗа тарихий проза әсәри дәп қаралған екән. Дадам вә башқа бирқанчә киши мәсъул болуп, әйни вақитта Үчтурпанда «Тоққуз булақ чечәклири» намлиқ журнал  чиқирилған болуп, бу журнал  сәһипилиридә дадамниң қоллиши вә илһами астида 1982-1984-жиллири һекайә, шеир вә тарихий мақалиларни елан қилған едим. Мән Беҗиңда түркий тиллар вә уйғур тилшунаслиғини асас қилип оқусамму, амма дәристин сиртқи вақитларда асаслиқ оқуйдиған материаллирим йәнила тарих болған еди. 1987-1988-жили Беҗиңда бир жилға йеқин вақит чағатай тили вә парис тилини үгинип билим ашурдум. Арқидин аспиранлиқ емтиһани берип, жуқури нәтиҗә билән Шинҗаң университетиниң Оттура Азия мәдәнийити институтиға тарих бойичә аспирант болдум. 1990-жили Совет Иттипақи Пәнләр академиясиниң Шәриқшунаслиқ институтиға доктор аспирант болуп кирип, мәхсус Оттура Азия вә уйғур тарихини тәтқиқ қилдим вә бәш жилдин артуқ вақит мабайнида уйғур тарихи вә мәнбәшунаслиқ мәсилилири бойичә оқуп, атақлиқ түркийшунас вә тарихчи, профессор Дмитрий Васильевниң йетәкчилигидә диссертациямни вә уйғуршунаслардин профссор Д.М. Насилов, профессор Л. Чвырь, профессор С. Кляшторный,  академик Б. Литвинский, профессор Б. Гурьевич қатарлиқларниң беваситә диссертациямни жуқури баһалап, пикир бериши арқисида  тарих бойичә доктор болдум.

         Әйнә шу дадимиз йетәклигән йол вә уларниң пәрвиш қилишиниң мәһсули сүпитидә бир аилидин мән вә иним айрим-айрим һалда Россия федерацияси вә Қирғизстан Пәнләр академиясидә тарих вә философия саһалирида доктор болдуқ. Мән мәхсус уйғур тарихи бойичә, иним мәхсус уйғур философиялик идеяләр тарихи бойичә йетишип чиқтуқ. Иним Абдуреһим  Турсун Қирғизстан Пәнләр академиясиниң академиги, профессор Әзиз Наринбайефниң оқуғучиси болуп, у беваситә мәзкүр затниң қолида уйғурларниң исламни қобул қилиштин илгәрки буддизм дәври философияси бойичә тәтқиқат жүргүзгән вә бу саһа бойичә алтә  жилда, 2003-жили  диссертация яқлиған. Униң бу саһа бойичә рус тилида көп мақалилири вә бир китави нәшир қилинған еди. Әлвәттә, 1995-жили вә 2003-жили Уйғур дияридики уйғурлар арисидин тарих вә философия бойичә доктор болғанларниң сани чәклик еди. Униң үстигә бир аилидин икки оғул бу имканийәткә егә болған әһвал кам дейәрлик болса керәк. Шуниң үчүн болса керәк, сдадам мәндин вә инимдин пәхирләнгән еди. Болупму мениң һәрбир басқан қәдимим вә издинишлирим дадамниң диққитидин сирт қалматти. Мениңчә, бу бир нормал һадисә болуп, өз оғлиниң ярамлиқ адәм болғанлиғидин хуш болмайдиған вә һәтта пәхирләнмәйдиған бирму дада болмиса керәк. Дадам мән Үрүмчигә тәтилгә барғанда мени бир қисим тарихий шәхсләр билән, йәни Сопахун Савуров, Адулла Талип вә башқилар билән өзи башлап берип көрүштүруп, уларниң өз ағзидин тарихий вақәләрни аңлишим үчүн имканийәтләр яратқан еди. 1944-1949-жиллардики инқилап рәһбирий шаһитлиридин Сәйдулла Сәйпуллаев, Һаким җаппар билән мениң арамдики бир қанчә қетимлиқ учришишлар дадамни толиму хошал қилған еди. Қисқиси, дадам мениң тарихни китаптинла әмәс, бәлки тарих яратқан вә тарихи яритишқа қатнашқан тирик шаһитларниң өз ағзидин өгинишимни тәшәббус қилатти. Бу мениң кейинки вақитларда йәнә хелә көп миллий инқилап шаһитлирини зиярәт қилишим үчүн түрткә болди.

Вәсийәт әмәс вәсийәт

Һәрбир ата-ана дуниядин айрилиш алдида пәрзәнтлиригә вәсийәт қалдуруш вә разилиқ билдүрүшкә тиришиду. Лекин мениң дадам бизгә вәсийәт қалдуралмиди. Мәйли язма вә яки ағзәки болсиму, вәсийәт қалдурушқа үлгүрәлмиди. Уда үч күн ухлиған дадам 8-сентябрь күни бамдат намизи алдида шу ухлиған пети аләмдин өтти. Бәлки шу кесәл сәвәвидин келип чиққан ухлаштин болса керәк, вәсийәт қалдуралмиған болуши мүмкин. Дадамниң 2017-жили 8-сентябрьдә, йәни җүмә күни намизи чүшүрүлүп, шу күни дәпнә қилинди. Пүтүн әл-җамаәт дадамниң җүмә күнидә вапат болуп, өз йеридә ятқанлиғини Алланиң илтипати, йәни дадамниң һәқиқий хәлиқ пәрзәнди, өз хәлқини сөйгән вә униңға садиқ болған, өмүрвайәт униң һәққидә баш қатурған инсан болғанлиғиниң мукапати дәп тәрипләшкән еди. Дадамниң бирәр вәсийити қалмиған әһвалда мән дадамниң илгири маңа қилған сөзлири вә мәндин күткән үмүти һәққидә чоңқур ойлинип, шуларниң бир қисмини әмәлий вәсийәт дәп чүшәндим. 1981-жили мән пүтүн Уйғур дияри бойичә алий мәктәп емтиһанида 405 номер билән 2-орунни егиләп, Беҗиңдики Мәркизий милләтләр институтиниң Уйғур тили-әдәбияти кәспигә оқушқа талландим. Дадам мени Үрүмчигичә узитип келип йолға селип қойди. У шу чағда: «Оғлум, сән әнди учуртма қушқа охшаш мустәқил һаят сәпиригә йол алдиң. Буниңдин кейинки йолларни өзәң таписән вә өзәң маңисән. Саңа дәйдиған төрт сөзүм бар. Бири, яхши оқи, оқушта башқиларниң арқисида қалма, йәнә бири, устазларни һөрмәт қил, үчинчиси, кәлгүси нишаниңни бәлгүлә, төртинчиси Беҗиңда тарихий материаллар көп, тарихни яхши үгән» дегән еди. 1985-жили оқушни пүтүрүп, Шинҗаң университетиға тәхисм қилинип, шу йәрдә ишлидим вә бу җәриянда университетниң Оттура Азия мәдәнийити тәтқиқат институтида магистр аспиранти болдум. 1990-жили Москвадики Совет Иттипақи Пәнләр академиясиниң Шәриқшунаслиқ институтида аспирантлиқ һаятимни башлап, таки 1996-жилғичә мәзкүр институтта уйғур вә Оттура Азия тарихи бойичә оқудум. Мени Москва сәпиригә узатқан вақитта дадам маңа йәнә: «Саңа ейтидиған сөзлирим бар. Сән мана әнди мәхсус тарих кәспи бойичә уйғурлар ичидә тунҗилардин болуп дуниядики әң нопузлуқ тәтқиқат орунлириниң бири-Совет Иттипақи Пәнләр академиясигә тарих оқушиға кириватисән. Биринчи, һәқиқий вә илмий тарихшунас бол, хәлиқ тарихчиси болғинки, худди орда шаирлириға охшаш орда тарихчиси болма, тарихниң аччиқ қисмәтлириниң сирлирини ечиш йолида издән» дегән еди.

1995-1998-жиллири мениң Москвадики һаятим һәққидә язған «Москва хияллири» намлиқ әмгигим «Тәңритағ» вә «Шинҗаң мәдәнийити» қатарлиқ журналларда уда елан қилинип, хәлиқ ичидә, болупму кәң зиялилар, алий мәктәп оқуғучилири арисида бир мәзгиллик қизғинлиқ қозғиди. Дадам бу әсәримдин әң бәкирәк һөзүрләнди. Чүнки дадам мәндин күткән нурғун ой-пикирләр, идеяәләр мошу  әсәримдә бар еди. 1996-жили, мән йәнә илим үгиниш сәпиригә атландим. Дадам мени өзи аэродромға елип чиқип узитип қоюп, «Әнди сән әң шәрәплик вә узун муддәтлик мусапирлиқ сәпиригә атланғандәк көрүнисән. Мән сәндин рази, сени аллаға тапшурдум» деди күлүп туруп. Һәқиқәтән, әнә шуниңдин кейин узун муддәтлик сәпәргә атланғанлиғимни кейин һис қилишқа башлидим. Дадамниң вапатидин кейин мән дадамниң әмәлийәттә мениң һазирқи күнүмни буниңдин жинирмә жиллар илгирила көрүп болғанлиғини чүшәндим. Дадам ейтқан бу узун мусапирлиқ сәпири җәриянида 2004-2005-жиллири дадам вә анам Америкиға келип, аиләм билән биргә яшаш пурсити болди. Улар мән билән көрүшүш үчүн уда үч жил виза елиш үчүн йол маңди вә ахири Америкиға келип мән билән бирләшти. Улар билән унтулмас бир жилни өткүздүм. Дадам вә анам маңа унтулмас хатириләрни қалдурди. Арилиқта  тоққуз жил өткән болсиму, лекин анамни қайта көрәлмидим, йәни 2013-жили 21-май күни анам рәһмәтлик болди. Арилиқта 45 күн өтүп, йәни 2013-жили 7-айниң 6-күни дадам билән биргә Қәшқәргә өз иши билән барған иним, доктор Абдуреһим  Турсун  Пәйзиваттики дохтурханида туюқсиз вә ғәлитә шәкилдә 40 йешида қаза қилди. Дадам мәхсус машина кира қилип, өзи беваситә оғли Абдуреһимниң җәситини Үрүмчигә елип келип дәпнә қилди. Оғли Абдуреһимниң мундақ тез вә туюқсиз қаза қилишини ойлапму бақмиған дадам өзини нәгә қоюшни билмәй гаңгирап қалған болсиму, йәнила өзини тутушқа тиришти. Инимниң бирәр тәтқиқат орни яки билим дәргаһлирида ишләп, өз қабилийити вә билимини хәлиққә тәғдим қилиштин чәттә қелип, докторлуқ унванини янчуғиға селип қоюп, сода-сетиқ вә деханчилиқ билән тирикчилик қилиш билән болуп кетип, илмий тәтқиқат ишлиридин жирақта қелиши, ахирида инимниң вақитсиз өлүми вә башқа мәсилиләр дадамни наһайити ечиндурған болуп, бу беваситә дадамниң тән-сағламлиғиға күчлүк тәсир көрсәткән еди. Нәтиҗидә сағламлиғи алаһидә яхши, һәрикәтчан, кишиләрниң мәслиги келидиған дадам бирдинла тез қәдәм ташлап маңалмайдиған, бир җайда узун олтирип қалидиған болуп қалиду һәм униң ички әзалирида мәсилә көрүлүшкә башлайду.

2013-жили 12-айда дадам сәяһәт ширкити уюштурған сәяһәт топи тәркивидә Түркийәни зиярәт қилғанда, мән тоққуз жил көрмигән дадам вә он йәттә жил көрмигән сиңлимни көрдүм. Дадам билән бирликтә Түркийәниң көп шәһәрлирини биргә айландим вә ахирида Әңқәрәдики Мустафа Камал Ататүрк қәбрисини бирликтә тавап қилдуқ. Дадам Ататүрк қәбрисини зиярәт қилип, мәхсус хатирә дәптиригә өз қәлими билән бирқанчә җүмлә хатирә сөзлирини йезип қалдурди, Шундақла мән қәбрә алдида дадам билән бирликтә сүрәткә чүштүм. Арилиқта төрт йил өтүп, 2016-жили дадамниң жиғивелинған паспорти қайтуруп берилип, Америка визисини алди. Амма бу вақитта дадам еғир кесәлликкә гириптар болған еди. Шундақ болушиға қаримай, дадам кесәл бәдинини тәсликтә көтирип, Америкиға мени көргили кәлди вә пәқәт жигирмә күн турди. Бу жигирмә күн мән үчүн әбәдийлик жигирмә күн болуп қалған еди. Алланиң маңа бәргән бу пурситигә чәксиз һәмдусана ейтимән, чүнки бу жигирмә күн мәндәк йеши 50 тин ашсиму, йәнила ата меһригә муһтаҗ, дадамдәк оғлиниң йеши 50 тин ашсиму, йәнила дадилиқ меһрини йәткүзүшкә интилидиған ата-балилар үчүн интайин зор тәсәлли еди.

Дадам бу вақит ичидә маңа йәнә көплигән қиммәтлик сөзләрни ейтти вә өзиниң бешидин өткән вақиәләр, тарихий вақиәләр һәққидики чүшәнчилири һәм башқиларни көпләп сөзләп бәрди. Бу күнләрдә дадамниң роһий кәйпияти наһайити көтирилгән еди. Чүнки мән дадамни мән даим олтирип қәһвә ичкәч тарихий әсәрлиримни язидиған қәһвәханиларға башлап берип, униң билән биргә чай ичтим. Мән дадамға у бурун көргән вә турған , тамақ йегән җайлар вә маңған йолларни көрсәттим. Дадамни билидиған достларму уни издәп келип көрүшти. Дадамни Ақ сарай вә Дөләт мәҗлиси бенасиниң алдиға башлап берип көрсәттим. Дадам илгири бу йәрләрни анам билән биргә көргән вә сүрәтләргә чүшүп хатирә қалдурған еди. У Ақ сарай алдиға кәлгәндә бу йәрдә мән билән биргә сүрәткә чүшүп, бу җайдики орундуқларда узунирақ олтиришни тәләп қилди. Дадам маңа бу җәрянда мән башлап қоюп, давамлаштурмиған «Ақ сарай хияллирим»ни чоқум йезип пүтүрүшмни тәкитлиди.

2016-жили 11-айниң 24-күни дадамни аэропортқа елип чиқип, йолға селип қойдум. Айрилиш алдида қучақлишип хошлашқанда дадамниң көзидин бир қанчә тамчә яш төкүлгәнлигини көрүп, мениңму көңлүм бузулди. Дадам маңа дегән сөзләрни әмәлгә ашурушумни җекилиди. Мән дадамға «Мән сизниң чоң оғлиңиз болсамму лекин сизгә вә анамға хизмәт қилип берәлмидим. Мән силәрниң алдиңларда чоң оғуллуқ борчумни ада қилалмидим. Бу қетим турған вақтиңизму бәк қисқа болуп қалди. Мән йетәрлик хизмәттә болалмидим» дедим. Дадам маңа тикилип қарап: «Сән оғуллуқ борчуңни әң яхши ада қилдиң. Мәрһум анаңму сәндин рази еди. Мәнму сәндин рази. Оғул пәрзәнтниң борчи пәқәт дадиси вә анисиниң алдида униң пут-қоллирини тутуп, тамақ йегүзүп яки һалидин яхши хәвәр елишла әмәс, оғул балиниң борчи һәм йүксәк мәниләргә егә. Шуңа мән сәндин рази» дедидә, самолетқа чиқиш рәсмийәтлирини беҗириш өткилидин өтүп кәтти. Дадамниң бу сөзидин мән чәксиз һаяҗанландим вә җикилигән сөзлирини дәрһал есимиға алдим, йәни дадам мениң йезип тамамлиған вә йезиватқан тарихий әсәрлиримдин толуқ хәвәрдар болғандин кейин, мәндин уйғур хәлқиниң қедимдин таки күнимизгичә болған сәясий тарихини илмий вә мукәммәл рәвиштә йезип чиқишимни, вақитларни қәтъий зайә қилмаслиғимни тәләп қилған еди. Мана буни мән һазир дадамниң ахирқи вәсийәт вә разилиқ сөзлири териқисидә чүшәнмәктимән.

Америка Қошма Штатлириға көчмән болуп маканлишип қалғинимға жигирмә жил болушқа қарап кетип бармақтимән. Аллаға миң қатлиқ шүкүр! Мусапирлиқ һаятниң маңа немиләрни әта қилғанлиғи мән үчүн әмәлийәттин әмәс, бәлки философиялик нуқтидин пикир жүргүзүшүмгә түрткә болмақта. Мән, аялим вә қизим дадамларниң арқисидин айрилишни қиймиған һалда қарап турдуқ. Шу замат мениң көзлиримгә яш кәлди. Демәк, һәқиқәт шуки, пәрзәнт қанчә чоң болсун, һәтта қерисун, у бәрибир дадиниң алдида йәнила пәрзәнт. Дада пәрзәнт үчүн әбәдий дада! Бу бузулмас инсани қандашлиқ һәқиқитидур!