Среда, 27 ноября, 2024
ТарихУйғурлар

Aka-uka-Musabaylar

Ака-ука Муса байлар

Шәрқи Түркистанниң йеқинқи заман тарихида өткән, уйғурлар тарихида пәхирлик орун тутқан, дунйаға тонулған вәтәнпәрвәр, тәрәққийпәрвәр мәшһур байлар вә җамаәт әрбаблири Муса байлар аилисиниң пәрзәнтлиридин Һүсән бай 1844-йили, иниси Баһавудун бай 1851-йили Атушниң Иксақ кәнтидә дунйаға кәлгән.

Һүсән бай вә Баһавудун байларниң дадиси Муса бай 1809-йили Иксақ кәнтидә туғулған болуп, 1895-йили вапат болған. Муса байниң дадиси Абдурусул бай, униң дадиси Турди, униң дадиси Абдумиҗит, униң дадиси Абдуләзиз, униң дадиси Муһәммәт Ели болуп, Муһәммәт Ели 1760-йили тиҗаритини тохтутуп ахирқи өмригичә деһқанчилиқ билән шуғулланған. Униң йәр, су, ишләпчиқириш қораллири, бир бөлүм чарвиси болуп, шу йуртниң һаллиқ кишилиридин иди. Уларниң йәттә әҗдади ашу земинда туғулуп өскән вә деһқанчилиқ, чарвичилиқ, карханичилиқ билән шуғулланған. Уларниң содиси Абдурусул байдин башлап дунйаға йүзләнгән.

Ака-ука Мусабайлар даңлиқ содигәр Мусабайниң чоң айалидин болған балилири болуп, улар дадиси Муса байниң тәрбийисидә өсүп йетилгән. Мусабай һаҗим оғуллириға даим «силәр пулниң хоҗиси болмай, билимниң хоҗиси болуңлар» дәп нәсиһәт қилған. Ака-ука Муса байлар дадисиниң әстайидиллиқ билән қилған тәрбийиси астида виҗданлиқ, ғәйрәт-җасарәтлик, пәм-парасәтлик, әхлақлиқ вә үмитвар йигитләр болуп өсүп йетилгән.

Муса байниң идийисигә варислиқ қилған оғуллири Һусән бай билән Баһавудун байлар бир тәрәптин игиликни раваҗландуруп, содисини Йаврупа әллиригә кеңәйткән болса, йәнә бир тәрәптин, Йаврупаниң илғар мәдәнийитигә, тәрәққийатиға вә маарипиға нәзәр селип, өз миллитиниң реал әһвали вә кәлгүси истиқбали үстидә баш қатурушқа башлиған. Улар миллитини таҗавузчи хитай зулмидин қутқузуш үчүн алди билән заманиви пән билимләр билән қоралландуруп, инсаний еңини ойғитишниң зөрүрлүкини чоңқур тонуп йәткән. Ака-ука Муса байларниң йешиниң 30 дин һалқишиға әгишип нәзәр даирисиму, иззәт-абруйиму барғансери кеңәйгән һәм ашқан. Бу вақитқа кәлгәндә дадиси Муса байниң йеши йәтмиштин ашқачқа, аилә игиликини оғуллири һүсәнбай билән баһавудун байға тапшуруп, өзи җамаәт ишлири билән шуғулланған.
Муса байлар аилиси әйни заманда русларниң тәсиридә Муса байовлар йаки Муса байефләр аилиси дәп аталған. Муса байниң исми Мусабайеф, оғуллири Һүсән бай билән иниси Баһавудун бай болса, ака-ука Мусабайефләр дәп аталған.

Мәлумки, Муса байлар йашиған дәвр, 1878-йили чиң сулалиси Шәрқи Түркистанни ишғал қилип, қанлиқ сийасәт йүргүзүватқан қараңғулуқ бир дәвр иди. Әзәлдинла мәдәнийәтсиз һәм қалақ болған манҗу-хитай һөкүмранлири барлиқ амал-чарилири билән Шәрқи Түркистан хәлқини дунйадин айрип мустәбитлик билән һөкүм йүргүзүвататти. Уйғур хәлқи интайин қалақ һалда йашашқа мәҗбур қилинған иди. У дәврдә пүтүн Шәрқи Түркистанда бирәр завут, йаки бирәр ширкәт, йаки бирәр мәктәп, йаки бирәр дохтурхана, йаки бирәр гезит-журнал йоқ иди. Хәлқ су йеғи билән йанидиған сапал чирағни ишләтсә, барлиқ қатнаш вә йеза игилик ишлирида һайван күчигә тайинатти.

Буниң әксичә, шу йилларда башқа дөләтләр болупму Йаврупа дөләтлири бәс-бәстә санаәтлишип күнсайин тәрәққий қилмақта иди. Дунйадики әң күчлүк империйә болған Беританийә империйиси билән Русийә империйисиниң мустәмликә вә мәнпәәт талишиш күриши Оттура Асийада әң кәскин болуп, Шәрқи Түркистан земини болса бу икки империйиниң үстүнлүк талишип, пут типишидиған мәйданиға айланған иди.
У вақитта зәипләшкән Чиң сулалиси һөкүмити Шәрқи Түркистанға мунасивәтлик ишларда Русийигә йол қойушқа мәҗбур иди. 1881-йили имзаланған «хитай-русийә Или шәртнамиси» буниң типик пакити болуп, бу тәңсиз шәртнамә бойичә Русийә Или, Чөчәк, Қәшқәр, Үрүмчи қатарлиқ бир нәччә шәһәрдә әлчихана қурған. Шуниң билән биллә йәнә Шәрқи Түркистанниң Или, Үрүмчи, Гучуң, Қумул, Турпан қатарлиқ шәһәрлиридә Русийә содигәрлири үчүн сода райони бәлгиләп берилгән болуп, Шәрқи Түркистанда сода-тиҗарәт билән шуғуллинидиған Русийә содигәрлири Чиң сулалиси һөкүмитиниң қанун-түзүмлириниң чәклимисигә учримайтти вә қилған барлиқ тиҗарити үчүн баҗ төлимәйтти. Әнглийиму 1895-йили Қәшқәрдә алаһидә вәкил турғузған. 1909-йили бу алаһидә вәкил мәһкимисини баш әлчиханиға өзгәрткән. Әнглийигә қарам һиндистанлиқ содигәрләрму Қәшқәр, Йәкән қатарлиқ шәһәрләрдә сода тиҗарәт билән кәң көләмдә шуғулланған. Нәтиҗидә 19-әсирниң ахирлири вә 20-әсирниң башлири Шәрқи Түркистан земинида сарай тиҗарити йоқири долқунға чиққан. Җайларда карван вә содигәрләр үчүн түркүм-түркүм сарайлар қурулған. Мәсилән Қәшқәрни мисалға алсақ, мәхсус чәтәл содигәрлири иҗаригә елип қурған хам базиридики «һинди базири» (һиндистанлиқ содигәрләр қурған), «төгә сарийи» (дорға бәг сарийи дәпму аталған, уни Абғанистанлиқ содигәрләр қурған), «пәрәң сарийи» (һазирқи Чинибағ миһманханисиниң орнида) қатарлиқ чәтәлликләр қурған сода сарайлири болған.

Мана бу дәврдә йәни 20-әсирниң бешида Шәрқи Түркистанда уйғур тарихида «мусабайлар җәмәти», «ташахунум җәмәти» (1865-1928) вә «муһитилар җәмәти» дин ибарәт даңлиқ үч җәмәт барлиққа кәлгән.
Ака-ука Муса байлар қатмуқат қийинчилиқларни йеңип, биһесап бәдәлләрни төләп, йүксәк вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик роһи билән тиришип 1895-йили Ғулҗа шәһиридә өзлириниң баш тиҗарәтханиси-«Мусабайеф бурадәрлири ширкити» ни қуруп чиққан.

1903-йили Һүсәнбай тәклипкә бинаән Москвада өткүзүлгән хәлқаралиқ йәрмәнкигә қатнашқан. Бу йәрмәнкигә чоң содигәрләрниң йәрлик маллири вә тәрәққий қилған әлләрдин кәлгән чәтәллик содигәрләрниң хилму-хил санаәт маллири қойулған. Бу йәрмәнкигә қатнашқан ташкәнтлик өзбек содигәр Әршәнбай пүтүн Түркистандин йиғқан бирқанчә йиллиқ пахтисини қойғанди. Бу пахтиниң умумий қиммити йүз миң тиллаға йетәтти. Йәрмәнкә башланмай туруп алдин кәлгән содигәрләр мал көрүватқан мәзгилдә бир инглиз содигәр Һүсән байға, «сиз өзбек тилини билидикәнсиз, бу пахтини маңа сода қилип қойсиңиз!» дегән. Һүсәнбай пахтиниң килосиға сәксән тийиндин баһа қойуп, инглиз содигәргә сода қилип қойған. Ингилиз содигәр пахтиниң умумий соммисини билгәндин кейин пулиси йәтмәй, бу содидин йенивалған. Йәрмәнкә қаидисидә, йәрмәнкигә қатнашқан малға алдирап баһа қоймаслиқ, әгәр баһа кесилип, сетивалмақчи болған тәрәп йеңивалса, бу малниң сетилмай қелишиниң алдини елиш үчүн, мални баһа кәскүчиниң елиши лазим икән. Шу сәвәбтин йүзмиң тиллалиқ пахта Һүсән байниң гәдинигә чүшүп қалған. Һүсәнбай бу келишмәсликни қандақ һәл қилишниң амалини издәватқанда, Жахар Маружву исимлик бир йәһуди содигәр униңға учур берип: «Йаврупада апәт йүз берип пахта өксүп қалди, нурғун завутлар хам әшйа йоқ тохтап кәтти, пат арида бу йәрмәнкигә Йаврупалиқ тоқумучилиқ фабрика капиталистлири келиду, пахта сүпәтлик икән, йахшиси шуларни күткин!» дегән. Дәрвәқә йәрмәнкә башланғанда Йаврупалиқ содигәрләр йетип кәлгән. Һүсәнбай пахтини (қиммити йүз миң тилла йәни бир тилла 10 сом болуп, җәмий бир милйон сомлуқ пахта) бир сом йигирмә тийиндин Падин исимлик бир содигәргә сетип, әллик миң тилла пайда алған. Униңдин башқа, Һүсәнбай Москва йәрмәнкисигә елип кәлгән өзиниң маллириниму сетип, мушу бир қетимдила ғайәт зор пайда алған.
Һүсән бай Москвадики йәрмәнкидин йенип, Йаврупани айлинип Түркийигә барған. Бу вақитта йәни 1903-йили Осман империйисиниң Истанбулдин Бағдатқичә болған арилиққа йасалмақчи болған, тарихта «Бағдат төмүр йоли» дәп аталған төмүрйол қурулуши башланған болуп, бу қурулушни германийиниң төмүрйол ширкити өз үстигә алған иди.

Һүсән бай Түркийигә кәлгәндин кейин, пурсәтни чиң тутуп Германийә төмүрйол ширкитиниң 400 миң тиллалиқ пейини сетивелип бу ширкәтниң пайчеки болған. Һүсән бай мана мушу мунасивәт билән германийилик капиталистлар билән тонушқан.
Һүсән бай 1906-йили содисини әрәб әллиригә кеңәйткән. У шу йили һәҗ қилиш үчүн Мәккигә барған. Һәҗ пәрзини ада қилғандин кейин Мәдинидә сода сарийи ечип тиҗарәт қилған. Һүсән байниң ана башқа иниси Убулһәсән Муса бай мәккә шәһиридин үч йүрүш өй сетивалған иди. Һүсән бай Мәккидә турған мәзгилидә бу үч йүрүш өйни Шәрқи Түркистандин чиққан кәмбәғәл һаҗиларниң һәҗ мәзгилидә пайдилиниши үчүн һиҗаз вилайитиниң гуваһлиқидин өткүзүп вәхпә қиливәткән. Бу орунни кишиләр «Һүсән байниң тәкиханиси» дәп аташқан. Кейин «Қәшқәр рабат» дәп аталған.

Ака-ука Мусабайлар һәр йили барат ейиниң 30-күни ширкитиниң омумий һесабатини қилип, нәқ пул, йиғивелинған ашлиқ вә мал-мүлүклириниң закитини айрип турған. Айрилған закатни асаслиқи мәктәп қурушқа вә хәйр-сахавәт ишлириға ишләткән.
Атақлиқ обзорчи һәм тәтқиқатчи Йалқун Рузи, Муса байларниң Шәрқи Түркистан вә хәлқи үчүн қилған хизмәт вә қошқан төһпилирини «Ака-ука Мусабайефларниң тоққуз чоң төһписи» дегән мавзуға йиғинчақлап көрсәткән. Бизму Муса байларниң төһписини мушу бойичә, төвәндикидәк диққитиңларға сунимиз.

Биринчи төһпә: «Муса байлар терә завути» ни қуруш

1895-йили һүсәнбай билән Баһавудунбай қатму-қат қийинчилиқларни йеңип Ғулҗа шәһиридә өзлириниң баш тиҗарәтханиси-«Мусабайеф бурадәрлири ширкити» ни қуруп чиқиду. Муса байлар кейин көп баш қатуруп, йеңидин қурулған бу ширкәтниң ички-ташқи содисини бирдәк раваҗландуруш қарариға келиду.
«Мусабайеф бурадәрлири ширкити» қурулғандин кейин ака-ука Муса байлар Ғулҗа шәһиридә илгири Үрүмчи, Қәшқәр, Или, Алтай, Чөчәк, Хотән, Йәкән, Қарашәһәр, Куча, Қағилиқ, Гума, Маралбеши, Ақсу, Шихо, Манас қатарлиқ җайларда турғузған сода хадимлири вә қурған сода дуканлири асасида бу җайларда шөбә ширкәтләрни қуруп, тиҗарәтни пүтүн Шәрқи Түркистанға кеңәйткән.

1988-йили тепилған Муса байларниң архпидики бир парчә хәттә йезилишичә, Хотән вилайитигә қарашлиқ Нийә, Керийә, Зава, Чирийә, Чақилиқ қатарлиқ җайларда һәтта Көкйар, Қирғиз җаңгилиғичә болған даирә ичидә уларниң йәрлик мал сетивалғучи хадимлири бар болуп, булардин башқа Хотән, Қарақаш, Гума, Қағилиқ, Йәкән, Қәшқәр (Қәшқәрдә икки мойка вә икки йуң преслаш орни бар), Ақсу, Қарашәһәр, Шихо, Манас, Или, Текәс, Бөрталаларда уларниң мойкиси, терә-үчәй прийом хадимлири болған.

Муса байлар Шәрқи Түркистанниң йәрлик алаһидә мәһсулатлири, һәр хил дора-дәрмәклири болуп 83 хилдин артуқ мални елип Оттура Асийа, Русийә вә Йаврупаға барған. Улар бир тәрәптин сода қилса йәнә бир тәрәптин Йаврупа әллириниң сода-санаәт, пән-техника тәрәққийатини көздин кәчүргән. Ғәрб дунйасиниң тәрәққийати уларда чоңқур тәсир қалдурған. Улар вәтинигә қайтип кәлгәндин кейин сода билән санаәтни җипсилаштурушқа бәл бағлиған. Улар әнә шуниңдин кейин көп қетим сода қилишлар арқилиқ Йаврупа әллиригә тонулған. Муса һаҗимниң исми пәрзәнтлириниң фамилиси қилинип, «Ака-ука мусабайефләр» дәп даңқ чиқарған.

Муса байлар чәтәлләрдики заманиви көн-хурум завутлириниң илғар ишләп чиқириш техникиси вә әла сүпәтлик мәһсулатлирини көргәндин кейин, 1885-йили дадиси Мусабай һаҗим Күрәдә қурған терә пишшиқлап ишләйдиған қол санаәт карханисиниң толиму қалақ икәнликини һес қилған вә 1895-йилиниң ахирида бу карханини һазирқи Или терә завутиниң орнидики икки қәвәтлик ишхана бинасидин шимал тәрәпкә узунлиқи үч миң метир, кәңлики төт йүз метирлиқ даиригә кеңәйтип, су күчи билән һәрикәтлинидиған терә пишшиқлап ишләш карханиси қилип өзгәртип қурған. Лекин буму уларниң арзусидәк болмиған. Шуниң билән улар Русийә һөкүмитидин заманиви көн-хурум завут үскүнилирини сетип беришни тәләп қилған. Бирақ Русийә Муса байларниң заманиви санаәт карханиси қурушиға җан-җәһли билән қарши туруп, улар тәләп қилған үскүниләрни сетип бәрмигән. Әмма ака-ука Муса байлар давамлиқ издәнгән.
1904-йили һүсәнбай иниси Баһавудун байни нурғун мал-дунйа билән Германийигә сода қилишқа вә шу пурсәттә завут уқушуп келишкә әвәткән. Баһавудунбай Германийидә тиҗарәт қилғач терә завути, тоқумичилиқ завутлирини көздин кәчүргән һәмдә көн-хурум завути сетивелиш үчүн издәнгән.
Баһавудунбай наһайити көп издинишләр арқилиқ ахири Франкфорт шәһиридики MASCHINENFABRİK MOENUS A. G. FRANKFURT-M санаәт ширкитиниң башлиқлири билән көрүшүп көн-хурум завутини заказ қилған. Алдин 500 миң сом тилла пул закаләт берип, униңдин башқа станок, кәпшәрләш машиниси қатарлиқ бир йүрүш машина-үскүниләрни сетивалған. Йәнә бир тәрәптин йоқири иш һәққи бериш, йахши турмуш шараити һазирлап бериш вә бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа вәдә берип, инженер, ремонтчи, механик, телеграф хадими, көн-хурум ишләш мутәхәссиси болуп, 20 чә мутәхәссис вә техникларни Шәрқи Түркистанға берип ишләшкә тәклип қилған. Улар ичидә завут қурушқа мәсул инженер билән телеграф хадими икки йиллиқ муддәт билән, башқа хадимлар бәш йиллиқ муддәт билән тәклип қилинған. Мушу муддәт ичидә кәсипләр бойичә шагиртларни тәрбийләп йетиштүрүп бериш шәрт қилинған.

Ширкәт завутни тохтам бойичә 1906-йили пүттүрүп бериду. Шу йили Германийидин тәклип қилинған техник хадимларниң мәсуллуқи билән завут Русийә арқилиқ илиға тошулушқа башлайду. Завут үскүнилири Русийә чегрисиға киргәндә, һаң-таң қалған чар падишаһ һөкүмити бу завутни Русийә чегрисидин өткүзүшкә йол қоймайду. Йахши йери һүсәнбай һаҗи Германийә төмүрйол ширкитиниң наһайити күчлүк байчиси болғачқа, бу ширкәт үскүниләрни Омиски шәһиригә пойизда йәткүзүп бериш тоғрулуқ Русийә тәрәп билән сөзлишип, рухсәт елип бериду. Нәтиҗидә, Чар Русийә һөкүмити завутни 3 ай ичидә Русийә земинидин елип чиқип кетишкә, ундақ болмиғанда мусадирә қилидиғанлиқини уқтуриду. Завут үскүнилири Германийидин пойиз билән 3-4 миң километирдәк мусапини бесип, қатмуқат тәкшүрүшләрдин өтүп 15 күн болғанда Русийиниң Омски шәһиригә тошуп келиниду. Бу вақитта Чар Русийә һөкүмити чидимай Баһавудун байниң қолидики барлиқ рәсмийәтләрни инкар қилип, завутни мусадирә қилишниң койиға чүшиду. Иш бу дәриҗигә берип йәткәндин кейин көпни көргән, тәдбирлик Баһавудун бай һәптиләп йол йүрүп Петерсбуругқа берип, чиң сулалиси һөкүмитиниң әлчисигә әһвални мәлум қилип, 1881-йили имзаланған «хитай-росийә или шәртнамиси» да бәлгиләнгән «Хитайниң чәт әлләрдин импорт қилған маллири Русийә земини арқилиқ өтүшкә, Русийиниң чәт әлләрдин импорт қилған маллири Хитай земини арқилиқ өтүшкә рухсәт қилиниду» дегән маддиси бойичә оттуриға чиқип, рухсәт елип беришни тәләп қилиду. Нәтиҗидә чар русийә һөкүмити наилаҗ қелип рухсәт йезип бериду.

Машина-үскүнилири Омиски шәһиридин парахотқа қачилинип Ертиш дәрйаси арқилиқ 1000 километирға йеқин йол йүрүп, Қазақистанниң Шәмәйгә, кейин Илиға йеқин Йаркәнт шәһиригә йәккүзилиду. Йаркәнт шәһири билән Ғулҗа шәһири арилиқидики 100 нәччә километирлиқ йол бәкму начар болуп, мундақ чоң типтики завут үскүнилири бесилған машинилар маңалмайтти. Униң үстигә Чаррусийә һөкүмити хилмухил тосуқларни қуруп, уларға зор қийинчилиқларни туғдуруватқаниди. Әмма Муса байлар тәврәнмәй җиддий тәдбир қоллинип завутни чоқум Шәрқи Түркистанға-Ғулҗа шәһиригә саламәт йәткүзмәкчи болиду. Бу вақитта әл ичидә йоқири абруйға игә, заманисидики әң чоң байларниң бири болған Йаркәнт валийси Велибай Йолдашов (1838-1915) Муса байларни қәтий қоллап, Йаркәнт хәлқини йол йасашқа сәпәрвәр қилиду. Шуниң билән миңлиған уйғур ишчилар бирәр айчә җапалиқ ишләп Қорғасқичә болған йолни пүткүзиду. Бу җәрйанда 286 орунға чоң-кичик көврүк салиду. Завут үскүнилирини чувуп парчилайду. Үскүниләрниң әң еғири төт тонна, әң йеники бир йерим тонна келәтти. Буларни тошуш үчүн еғир йүк көтүридиған һарвилар йасилиду. 96 өкүз тәййарлинип, һәрбир һарвиға алтидин 12 гичә өкүз қетилиду. Завут Ғулҗиға тошуп келингәндин кейин завут қурулуши 1907-йили күздә башлинип 1909-йили асаси бинаси вә 25 метир егизликтики турхуни пүтүп рәсмий ишләпчиқиришқа кириштүрүлиду. Завут ишқа кириштүрүлгичә җәмий бир милйон икки йүзмиң сом алтун пул чиқим болиду. Әйни вақиттики айривашлаш нисбити бойичә бу пулни алтунға сундурғанда үч йүз миң сәр (он тонна сәккиз йүз, кило-а) алтун болатти.

Муса байларниң терә завути ишләпчиқиришқа киришкәндин кейин йилиға 40 миң парчә ат, кала териси 600 миң парчә қой, өчкә териси ишләпчиқиралайдиған болиду. Ишчи сани дәсләпки мәзгилдики 166 дин бир қанчә йүзгә йетиду. Завут хурум, шаврун, чәм қатарлиқ 13 хил мәһсулат ишләп чиқарған. Қошумчә ишләпчиқириш түрлири бойичә, шам, сопун, түгмә, йарйелим, һәрхил айағ кийим, хурум чапан, тасма, шәпкә, егәр-җабдуқ, һарва җабдуқи қатарлиқ 12 хил мәһсулат ишләп чиқирилған.

1910-йилидин 1915-йилиғичә болған мәзгил Муса байларниң алтун дәври болуп, уларниң терә завутида ишләнгән көн-хурум, чәм вә өтүк қатарлиқ 40 хилдин артуқ мәһсулати Шәрқи Түркистан ичидә базар тепипла қалмастин, хәлқара базардиму әтиварлиқ мал қатаридин орун алиду. Чүнки у заманда пүтүн Оттура Асийа бойичә «Или терә завути» дәк бир завут йоқ иди. Чаррусийә һөкүмити узақ йилғичә һәрбий атниң егәр-җабдуқлири, қиличдан (ғилап), сомка қатарлиқларни Муса байлардин алиду. Мушу бир қанчә йил ичидә Или терә завутиниң мәблиғи бир милйон сом тилла пулдин ешип, ака-ука Муса байлар Шәрқи Түркистандила әмәс, пүтүн Асийа бойичиму атақлиқ милйардер болуп тонулиду.

1921-йили Һүсәнбай һаҗи тәклипкә бинаән италийидә өткүзүлгән хәлқара йәрмәнкигә қатнишиду. Бу йәрмәнкигиму Шәрқи Түркистанниң сәккиз хилдин артуқ мәһсулати вә завутта ишләнгән көн-хурум, булғар, мәскап-чегрин, чәм, һәрхил айағ кийим, пәлто, кәмәр қатарлиқ малларни елип бариду. Буларни йәрмәнкидә сатқандин кийин у йәрдин һәрхил рәң (йуң-терә бойайдиған бойақ), һәрхил йуң-пахта рәхт, төмүр, қаңалтир, қәнт, шекәр һәтта сәрәңгә қатарлиқ 40 нәччә хил мални елип келип, Шәрқи Түркистан базарлирини қамдайду. Муса байларниң мушу қетимқи йәрмәнкидә вә ички-ташқи содида тапқан пайдисила 100 миң сом алтун ақчидин ешип кетиду.

Өктәбир инқилабидин кейин Муса байлар Совет иттипақи билән дадил сода қилиду. 1923-йили Баһавудун бай Москваға берип совет иттипақи рәһбәрлиридин Калинин( Mihail İvanoviç Kalinin, 1919 – 1946) билән көрүшүп сода алақиси орнитиду. Шуниңдин башлап Мусабайлар тиҗарәтханиси Қорғас чегриси, Әркәштам арқилиқ Совет иттипақиға 700 тоннидин артуқ қой йуңи, 100 миң туйақтин артуқ қой, 30 миң баштин артуқ ат, кала, нәччә йүзмиң тал пишшиқлап ишләнгән үчәй, суғур, борсуқ, сүләйсүн, түлкә, тийин, бөрә терилири, әлтерә, марийи, нәччә он миң тонна қурутулған йәл-йемиш, ашлиқ, майлиқдан қатарлиқларни өткүзиду.

Ака-ука Муса байларниң 1885-йили Или Күрәдә қурған терә пишшиқлап ишләш завутиниң, хитайниң Шаңхәйдә 1890-йили қурулған «җуҗишав терә завути» дин бәш йил бурун қурулғанлиқи, Муса байларниң 1909-йили ишқа кириштүрүлгән терә завутиниң 1906-йили Шаңхәйдә Йапонлар мәбләғ селип қурған «җйаңнән» терә завутидин үч йил кейин қурулғанлиқи, 1913-йили Хитай өзи қурған 11 урундики терә, кавчук завутлириниң умумий капитали төт милйон алтә йүз сәккиз миң йүән хитай пули болуп, Муса байларниң Илидики терә завутиниң капиталидин пәқәт бир милйон йүәнла көп икәнлики йезилған. Биз буниңдин ака-ука Муса байларниң терә завутиниң Асийа қитәси бойичә қайси дәриҗидә тәрәққий қилған, илғар завут икәнликини биләләймиз.

Муса байлар 1925-йилидин башлап 1940-йилларғичә Ғулҗида «Мусабайов» намлиқ 50 сәрлик (әсли 52 сәрлик.-а) йамба қуйдуруп, ички-ташқи базарларда ишләткән.
Ака-ука Муса байлар вапат болғандин кейин завутни уларниң оғуллири башқурған. Бу завут 1944-йили Ғулҗида Шәрқи Түркистан җумһурийити қурулғандин кейин 1949-йилиғичә Шәрқи Түркистан армийисиниң кийим-кечәк, өтүк, пийма, һәрбий игәр-җабдуқ қатарлиқлирини ишләп чиқирип дөләтниң нурғун еһтийаҗини қандуриду.
«Муса байлар терә завути» ниң қурулуши билән ака-ука Муса байлар Шәрқи Түркистан миллий санаитиниң башламчилири сүпитидә тарих бетидин урун алған.
…..

Шәрқи Түркистанниң йеқинқи заман тарихида өткән, уйғурлар тарихида пәхирлик орун тутқан Мусабайлар аилисиниң пәрзәнтлиридин мәрһум Һүсәнбай һаҗим 1926-йили 82 йешида, иниси мәрһум Баһавудунбай 1928-йили 77 йешида вапат болиду.
Мана һазир ака-ука Муса байлар йашиған дәврдин бир әсир вақит өтти. Әмма бу җәрйанда уйғур миллитидин Муса байлардәк бирәрму бай оттуриға чиқмиди. Чиқмиди әмәс таҗавузчи хитай һакимийәтлири чиқишқа имкан бәрмиди…

Муса байларниң әвладлири, байлиқи вә кейинки әһваллар

Ака-ука Муса байларниң вапатидин кейин мушу икки атидин болған әвладлар икки йил биллә тиҗарәт қилиду. Кейин ширкәт түзүми бойичә 1930-йили мирас бөлүшиду. Мирас бөлишиш ишиға Һүсәнбай һаҗимниң варислириға вакалитән униң чоң оғли Сабит Мусабай (1972-йили Түркийидә вапат болған), Баһавудун байниң варислириға вакалитән униң чоң оғли Исмаил Мусабай (1979-йили Үрүмчидә вапат болған) вәкил болиду.

Мусабайлар аилисиниң пүтүн мал-мүлки 1 милйард 562 милйон 137 миң 193 сом Или таварни ақча вә 23 милйон 161 миң 665 сом Мексика пули (ташқи перевот) болуп, буниң 54% ти болған 843 милйон 554 миң 84 сом Bли таварини ақча, 12 милйон 507 миң 299 сом Мексика пулини Сабит Мусабай елип бир атидин болған қериндашлириға тәқсим қилип бериду. Қалған омумий мал-мүлүкниң 46% ти болған 718 милйон 583 миң 99 сом Или таварни ақча вә 10 милйон 654 миң сом Мексика пулини Исмаил Моса бай елип өзиниң бир атидин болған қериндашлириға тәқсим қилип бериду. Һүсәнбай һаҗимниң 2-айалидин болған Абдуләзиз Мусабай (1984-йили Үрүмчидә вапат болған), Абләһәй Муса бай (1970-йили Түркийидә вапат болған), Миҗит Муса бай (1973-йили Алмутада вапат болған) лар бир болиду. 3-айалидин болған Абләһәт Муса бай (1987-йили Ғулҗа шәһиридә вапат болған), Тәләт Муса бай (һазир Түркийә тәвәликидә болуп чәт әлләрдә тиҗарәт қилиду), Нелупәр Муса бай (1982-йили Парижда вапат болған), Дилнаваз Муса бай (1984-йили Лондонда вапат болған) булар бир болуп бөлүнүп чиқиду.

Баһавудун байниң төт айалидин вә чоң оғли Исмаил Муса байдин болған пәрзәнтлири анисини асас қилип бөлиниду. Шуниңдин кейин Һүсәнбай билән Баһавудун байниң балилири мәлум шәкилдә биллә тиҗарәт қилиду (завут тиҗарити билән), башқа җәһәтләрдә өз алдиға тиҗарәт қилиду. Буларниң арисида Исмаил Муса бай 1944-йили Шәрқи Түркистан җумһурийити һөкүмитиниң һәрбий тәминат идарисиниң башлиқи, малийә менистири қатарлиқ вәзипиләрни өтәп Шәрқи Түркистан җумһурийити һөкүмити тәрипидин икки қетим «Инқилаб» ордени билән тәқдирлиниду.

1949-йили таҗавузчи коммунист хитай Шәрқи Түркистанни бесивалиду. 1954-йили 11-айда Мусабайлар аилисиниң барлиқ мал-мүлки коммунист хитайлар тәрипидин мәҗбурий һалда булап елинип, мусадирә қилиниду. Шуниңдин башлап Мусабайлар аилисиниң әзалири хани-вәйран болуп, бәзилири чәтәлләргә чиқип кетишкә мәҗбур болиду. Бәзилири йавуз хитайниң түрмисидә, ечинишлиқ һалда тирик туруп дозақ азабини көриду.
…..

Тәләт Мусабай 1986-йили 10-айниң 22-күни вәтинигә келип Шәрқи Түркистанниң һәрқайси җайлирида зийарәттә болған. Бу җәрйанда у вәтининиң сода-санаәт, маарип қатарлиқ саһәлиригә йардәм қилмақчи болуп ишғалчи хитай һөкүмити билән көрүшкән. Әмма хитай һөкүмити униң тәклипини рәт қилғачқа униң арзулири әмәлгә ашмиған.
Һазир Үрүмчидә Баһавудун байниң оғли Абдулла Елидин болған нәвриси Обулһәсән Мусабай тиҗаритини кеңәйтип вәтән ичи вә сиртида тиҗарәт қилидикән.
Mehmet Uygur
21 апреля в 20:08