Воскресенье, 22 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Abdurehim_Nizari

Абдуреһим Низари
Mehmet Uygur

Мутәпәккур, реализмчи шаир Абдуреһим Низари Abdurehim Nizarî 1776- йили Қәшқәр шәһириниң Булақбеши мәһәллисидә кичик қол һүнәрвән аилисидә дунйаға кәлгән.

…..

Кичикидинла тиришчан вә билимгә иштийақ бағлиған Низари йаш вақтидин тартипла уйғур классик әдәбийатиға қизиққан. Фирдәвси, Шәйх Сәиди, Әлишир Навайи қатарлиқ дунйави алимларниң әсәрлирини қизиқип оқуған. У болупму Әлишир Навайиниң әсәрлиридин қаттиқ тәсирләнгән, униң әсәрлирини қайта- қайтилап оқуп чиққан.
Абдуреһим Низари йашиған дәвр сәлтәнәтлик сәидийә уйғур ханиданлиқи Аппақ ғоҗиниң сатқинлиқ қилиши сәвәблик йерим мустәмликигә айлинип бир әсир өткән, уйғур хәлқи таҗавузчи мәнчиң һакимийити вә өз ичидики феодал һөкүмранларниң дәһшәтлик зулми астида езилип, иззәт-һөрмити дәпсәндә қилинип, харлиқ ичидә, интайин җапа-мушәққәтлик еғир күнләрни бешидин кәчүрүватқан дәвргә тоғра кәлгән.

…..

У 1830- йили 56 йешида Қәшқәрниң орунбасар ваңи-Зоһуридин Һакимбәг тәрипидин ординиң мирза (катип) лиқ вәзиписигә тәйинләнгән. 1835- йили Лүкчүн ваңи Әфридун ваңниң илтимаси билән Лүкчүнгә берип, «Лүкчүн ваңи Әфридун ваңниң Қәшқәр һакимбеги Зоһуридинға йоллиған салими», Іфридун ваңниң атисиниң Қәшқәрдики тарихи әкс әткән «Муһәммәд Сәид ваң һәққидә қиссә», «Әсһабул кәһп һәққидә қиссә» қатарлиқ нурғун әсәрләрни йезип бәргән. Бир йилдин кейин қайтип келип, өмриниң ахирғичә Қәшқәрдики хизмитини ишлигән.
Шаир Низари һайатиниң асаси қисмини иҗадий паалийәт билән өткүзиду. Болупму униң ахирқи дәври иҗадийитиниң раса гүлләнгән дәври болиду. Бу дәврдә шаир өзиниң «Муһәббәт дастанлири» намлиқ 48 миң мисралиқ бүйүк әсирини мувәппәқийәтлик тамамлайду. Бу топлам он сәккиз дастан, қиссә вә йигирмә төт һекайәттин түзүлгән. Бу дастан, қиссиләрниң тоққузи зор һәҗимдә болуп, бу әсәр һәҗим җәһәттин бүйүк уйғур мутәпәккури Әлишир Навайиниң «Хәмсә» сидин кейин мәйданға кәлгән әң зор шеири дастан һесаблиниду. Бу әсәр «Рабийә-Сәидин», «Вамуқ-Узра», «Мәһзун-Гүлниса», «Мәсуд-Диларам», «Чаһар дәрвиш» (буниң ичидә бәш кичик дастан бар), «Пәрһад Ширин», «Ләйли-Мәҗнун», «Бәһрам гөр».., қатарлиқлардин ибарәт.

Низари Навайини өзигә устаз тутуп, униң әсәрлирини хәлқ арисиға тарқитишта әң көп әмгәк қилған, өмриниң көп қисмини Навайи дурданилирини көчүрүшкә сәрп қилған болуп, күнимиздә Абдуреһим Низари көчүргән Навайи куллийатиниң толуқ бир қол йазмиси Өзбекистан Пәнләр Академийиси Әлишир Навайи намидики дөләт әдәбийат музейиниң қол йазмилар фондида сақланмақта.

Абдуреһим Низари өз хәлқигә Навайиниң «Хәмсә»сидикидәк бир йүрүш җәвһәрләрни тәқдим қилшни мәқсәт қилған болуп, у өзиниң топламға киргән йуқириқи бир йүрүш надир әсәрлири арқилиқ көзлигән мәқситигә йәткән.
Низари Әлишир Навайи изидин меңип «Фәрһад-Шерин» дастанини йазғанда, Навайиға тәқлидчи сүпитидә мәйданға чиқмай, бәлки йеңи бир иҗадий йол тутуп маңған болуп, Навайи оттуриға қойған пикир вә тәсвирләрни тәкрарлимиған. Навайи өз дастанини аруз вәзниниң «Бәһри вафз» дәп аталған бәһридә йазған болса, Низари мутәқариб бәһридә өзигә хас йеник услуб билән йазған.
«Ләйли-Мәҗнун» әслидә әрәбләрниң кишилик әркинлик вә инсаний муһәббәтни күйләйдиған ривайити иди. Бу ривайәт оттура әсирләрдин тартипла Шәрқ хәлқлири арисида қиссә шәклигә кирип кәң тарқалған вә Оттура Асийа хәлқи әдәбийатидики әнәниви классик әсәргә айлинип кәткән иди. «Ләйли-Мәҗнун» әсирини биринчи болуп йазма әдәбийатқа Низами Гәнҗәви елип киргән вә шуниңдин кейин парс тилида бир қатар «Ләйли-Мәҗнун» дастанлири барлиққа кәлгән болсиму, 15- әсиргичә болған уйғур йазма әдәбийатида «Ләйли-Мәҗнун» дастан сүпитидә мәйданға чиқмиғаниди. Әлишир Навайи тунҗи қетим әйни дәвр уйғур әдәбий тили- «Чағатай тили» да «Хәмсә» йаритиштин ибарәт қийин вәзипини ада қилип, «Ләйли-Мәҗнун» ниң уйғур тилидики нусхисини мәйданға чиқарған иди. Навайидин кейин, түркий тилда сөзләшкүчи хәлқләр әдәбийатида нәччә онлап «Ләйли-Мәҗнун» дастани оттуриға чиқиду. Әнә шундақ мевиләрниң бирси Абдурәһим Низариниң
«Ләйли-Мәҗнун» дастанидур.

Абдуреһим Низариниң уйғур әдәбий мирасиға қалдуруп кәткән йәнә бир катта әсири «Рабийә Сәидин» дастанидур.

«Рабийә вә Сәидин» дастани

«Рабийә вә Сәидин» реалистик хусусийәтлириниң күчлүклики билән 19- әсир уйғур әдәбийатида йүксәк урун тутидиған тирадигийилик дастан болуп, бу дастанда тәсвирләнгән вәқә 1832-1833- йили Қәшқәр йеңишәһәр наһийисиниң йаманйар йезисида йүзбәргән. Аптур бу вәқә асасида тарқалған Рабийә вә Сәидин һәққидики һекайиләрни игиләп, буларни мулаһизиләрдин өткүзүп өзигә хас услуб билән мәзмун вә бәдиийлик җәһәттә зор тәсирчанлиққа игә «Рабийә вә Сәидин» дастанни йезип чиққан.

«Рабийә вә Сәидин» дастаниниң асаси мәзмуни

Йаманйар йезиси Субһаналла кәнтидики Тәлвүчүк дәрйасиниң бойидики бостанлиқ җайда йәр-су игиси болған Йақупбай аилисидә Рабийә, кәмбәғәл деһқан Ибраһим ахун аилисидә Сәидин дунйаға кәлгән.
Рабийә билән Сәидин кичикидин башлапла бир мәһәллидә ойнап биллә чоң болған. Дини мәктәптә биллә оқуп, чоңқур достлуқ орнатқан. Улар йешиниң чоңийишиға әгишип бир-бирини йахши көрүп қалған. Уларниң пак муһәббитидин хәвәр тапқан Ибраһим ахун уларни мурадиға йәткүзүш үчүн Йақуп байниң өйигә әлчи киргүзгән, әмма тәләп рәт қилинған. Йақуп бай болса қизи Рабийәни өз мәһәллисидики Байтоқай бәгликиниң залим беги Җабирға бәрмәкчи болған. Буни аңлиған Сәидин азаб ичидә мәшуқи Рабийәниң исмини тәкрарлиған һалда аләмдин өткән. Йақупбай ахири Рабийәни мәҗбури Җабирға йатлиқ қилған. Өз муһәббитигә садиқ қиз Рабийә Җабирға қолиниң учиниму тутқузмай, өйигә қечип келип сиңлиси билән су әкилишни баһанә қилип ашиқи Сәидинниң тупрақ бешиға берип һәсрәтлик йашларни төкүп, амрақ сиңлисини бағриға бесип хошлишип, арқидин қәбристанлиқниң йенидин еқип өтидиған Тәлвүчүк дәрйасиниң качкулиға өзини ташлиған. Буниңдин хәвәр тапқан кишиләр кәтмән-гүрҗәклирини көтүрүп келип дәрйаниң музини чеқип Рабийәни издигән болсиму тапалмиған. Кейинки йили әтийазда, музлар еригәндә Рабийәниң җәсити Сәидинниң қәбрисигә йеқинла йәрдин тепилған. Йурт әһли кеңишип «Рабийә билән Сәидин һайат вақтида бир-биригә қошулалмиди, әмди роһи болсиму бир йәрдә болсун» дейишип, Рабийәниң җәситини Сәидинниң қәбрисиниң йениға дәпнә қилип бир җуп қәбрә йасиған. Шуниңдин башлап бу мәқбәрә «Қошмақ мазар» дәп аталған.

Низари бу әсәрдә Рабийә билән Сәидиндин ибарәт икки йашниң муһәббәт тирадегийисини тәсвирләш арқилиқ феодализм муһитида йашап өзлириниң инсаний әркинликигә вә муһәббәт висалиға йетәлмигән ашиқ-мәшуқларниң һөрлүк, һәққанийәт йолидики тиришчанлиқи, залим күчләргә қарши күрәштики ирадиси, феодаллиқ түзүмигә болған кәскин исйанкарлиқ роһини ипадиләп бәргән. Рабийә дастандики баш қәһриман болуп, баштин-ахир қәйсәр характери, вападар, ирадилик, садақәтмән, баш әгмәс, виҗданлиқ болуштәк бир қатар пәзиләтлири билән алаһидә гәвдилинип туридиған асаси образдур. Рабийә дастанда тарихи шәхс болуш билән бәдиий йүксәкликкә көтүрүлгән. Дастанда ишлитилгән нәпис тил, мол тәсәввур дастанниң тирадегийә вәқәликини адәттики һайаттин зор дәриҗидә йүксәкликкә игә қилған.

Абдуреһим Низари өзи йашиған дәврни инчикилик билән күзитиш арқилиқ нурғун әҗир сиңдүрүп йезип чиққан бу әсәр бүгүнки күндиму йәнила реал әһмийәткә игә.
Низари дастанчилиқиниң бир алаһидилики болса, қәһриманниң ички кәчүрмишигә толирақ етибар бериштин ибарәт. Шаир өз қәһриманлириниң ички дунйасини ғәзәл шәкли билән чоңқур вә күчлүк һайаҗан ичидә сүрәтләп берип, оқуғучида қәһриманларға нисбәтән чоңқур һесдашлиқ ойғитиш мәқситигә йетәлигән. Шаирниң дастанлириға киргүзгән ғәзәллири мәзмун йаки бәдиийлик җәһәттә болсун бир қәдәр йуқири қиммәткә игә болуп, бу униң ғәзәлчиликтиму пишқан лирик шаир икәнликини көрситип бериду.

Омумән қилип ейтқанда, низариниң «Ләйли-Мәҗнун», «Рабийә вә Сәидин» дастанлири 19-әсир уйғур әдәбийатиниң йеңи йүзлинишини ениқлашта муһим орун тутидиған әсәрләр болуп һесаблиниду.
Низариниң «Муһәббәт дастанлири» дин башқа йәнә дини мәзмундики «Дурул-Нәҗат» (ниҗатлиқ үнчилири) намлиқ йәнә бир әсири бар.
Низари 1839-йиллири Зоһуридин һаким бәгниң тәшәббуси билән Қәшқәрдә қолға алған «Дурул нәҗат» («ниҗатлиқ үнчилири») намлиқ әсирини қайтидин ишләп тамамлайду. Бу әсәрдә һөкүмәт органлириниң түзүмчан болиши әмәлдарларниң адил вә әқиллиқ болуши, хәлққә көйүнүши керәклики өткүр соал-җаваб билән вәз-нәсиһәт қилиниду. Әсәрдә соал Мудбир Худбин намлиқ сәлбий образниң ағзидин берилип, җаваб Муқбил Рәвшәндил намлиқ иҗабий образниң ағзидин елиниду. Түзүлүши нәсрий-нәзим шәклидә болуп, омумий китаб 88 соалға 92 җаваб билән ахирлишиду. Бу әсәр түркчә мәнбәләрдә болса
Төвәндикидәк байан қилинған:

Задун- Ниҗат Zadu’n- Necat

Бу әсәр 476 бейиттин тәркиб тапқан. Дини, пәлсәпә, хәлқ турмуши, сийаси вә әхлақи маһийәттики әсәр, Низариниң бу җәһәттики идийисини көрситип бериду.
Бу әсәр «Дурун-Ниҗат» Durru’n-Necat, «Деһрун-Ниҗат» Dehru’n-Necat қатарлиқ исимлар биләнму аталған. Бу әсәрниң қол йазма вә таш басқилири уйғурлар арисида наһайити кәңри тарқалған. Бу әсәр, «Һәмду сана» Hemdu sena, «Муқәддимә» Mukaddime, «Асаси қисм» Esası Kısım вә Хатимә Hatime қатарлиқ төт қисимдин тәркиб тапқан. Әсәрниң асаси қисм бөлими суал вә җавап шәклидә болуп, бу бөлүмдә шаирниң һайати, дини, әхлақи вә әдәбий көрүшлиригә орун берилгән.

Әсәрдә, бир-биригә тамамән зит пикирлик болған икки кишиниң өзара суал-җаваблири аҗайип маһарәт билән қәләмгә елинған болуп, әсәр мәзмуни, интайин һийлигәр вә залим Мудбир Худбин исимлик бир адәм тәрипидин соралған соалға, Муқбил Рәвшәндил исимлик бир данишмәнниң бәргән җавабидин тәркиб тапиду. Әсәрдә, өзидин башқа һич кимни көзгә илмайдиған залим Мудбир Худбинниң сориған 99 соалиға, интайин әқиллиқ, наһайити есил сүпәт талант игиси болған Муқбил Рәвшәндил исимлик киши дәл җайида, қайил қиларлиқ җавап берип Мудбир Худбинни ахири қайил қилиду. Мудбир Худбинниң дәсләп сориған 47 соали ғәрәзлик һалда Муқбил Рәвшәндилниң үстидин ғалип келиш үчүн соралған соалдур. Әмма Мудбир Худбин өзиниң сориған соаллириға бәргән җавабидин Муқбил Рәвшәндилниң интайин әқиллиқ, билимлик һәм парасәтлик бир киши икәнликини билгәндин кейин, қалған соаллирини униң илмидин пайдилиниш мәқситидә сорашқа башлайду. Мудбир Худбин ахирида Муқбил Рәвшәндил тәрипидин һошини тепип йахши, әхлақлиқ вә пәзиләтлик бир кишигә өзгирип хәлқниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилишқа башлайду.

…..

Низари өз заманисиниң илғар пикирлик кишиси болуп, өмриниң көп қисми йоқлуқ, муһтаҗлиқ ичидә йашаватқан хәлқи билән биргә, охшаш бир һайат ичидә өткән болғачқа, хәлқиниң күйини күйләп пүтүн әсәрлирини өз хәлқигә беғишлиған. Һөкүмран тәбиқиләргә хушамәт қилип, уларни махташтин өзини сақлиған.

…..

У өз әсәрлиридә башқа тилларни мумкин қәдәр аз ишлитишкә тиришиду. Униң иҗадий әсәрлири уйғур әдәбийат хәзинисидики есил байлиқ һесаблиниду.
Шаирниң Турпандин (асаслиқи, Лүкчүндики Әфридун ваң ордисидин) Қәшқәргә, Зоһуридин һакимбәг һузуриға қачан қайтип кәлгәнлики ениқ әмәс (бу һәқтики йилнамиләрдә илгири-кейинлик мәвҗут). Омумән, шаир қайтип кәлгәндин кейинки һайатиниң ахирлирини Қәшқәр Опалниң Қумбағ (Азиғ) кәнтидики Зоһуридин һакимбәг тәйин қилип бәргән арамгаһида давалинип дәм алғач өткүзгән вә мушу мәзгилдә «Һәзрити моллам» (Мәһмуд Қәшқири) тәзкирисидин пайдилинип, «Дийари имам» намлиқ китабини йезип чиққан.
Абдуреһим Низариниң бир қисим дастанлири «Низари дастанлири» дегән исим билән 1985-йили 9-айда, милләтләр нәшрийати тәрипидин, бир қисим шеирлири «Низари лирикилири» исми билән 1995-йили 9-айда хәлқ нәшрийати тәрипидин нәшир қилинған.
Мутәпәккур, реализмчи шаир мәрһум Абдуреһим Низари 1848-йили 72 йешида вапат болған. Униң җәсити «Һәзрити моллам» қәбриси җайлашқан дөңлүкниң ғәрбий шимал йанбағриға қойулған. Низари қәбриси һелиму шу җайда «Абдурәһим сиҗлат мәқбәриси» нами билән мәшһур.
…..