Mubarek bolsun tughulghan kuningiz
Қәһританниң он алтиси улуқ инсанниң,
Йоруқ дунияға көз ачқан күни.
Иши улуқ, өзи камтәр қәдирданниң,
Өй әһлини шат әткәндур зилва үни.
Ваққас ака, Мәмәдинов Аббас оғли,
Милләтпәрвәр, йуртимизниң сунмас ғоли.
Хәлқимизниң келәчигин ойлиғашқа,
Ярдәм үчүн дайим тәйяр униң қоли.
Әл-йуртини ойлап турар таң сәһәрдә,
Атисиға әйнә шундақ қилған вәдә.
«Маңса йол боп, өтсә көрүк болуш пәрзим»,
Сән болмисаң, гөзәл йуртум, йүрәк зедә.
Ана Вәтән, ата-дияр гөзәл өлкидин,
Чиққинида бир сиқим елип топини,
Көзгә сүртүп, егиз көтирип бөкидин,
Өз қойнида сақлап қалди «йуртини».
Қазақстан бағрин ачти хәлқимизгә,
Пана болди, макан болди һәмимизгә.
Ваққас ака Алмутидин макан тепип,
Ишләп, оқуп әрбап болди бәхтимизгә.
Өз хәлқини, Вәтәнни йүрәктин сөйүп,
Әл-йуртиниң отида кечә-күндүз көйуп,
Миллий ассоциясини қуруш йолида,
Ваққас акимиз болди җан-пида.
«Әхбарат» журнали милләт әйниги,
Һоқуқтин барчиға бәрди әхбарат.
Хәйирхаһлиқ мәрасимлар, чарә-тәдбирләр,
Йүзлигән адәмниң көңлин қилди шат.
Алий оқушқа оғул-қизларни,
Қол созуп Ваққас ака чүшәрди.
Йеза-қишлақтин көп уйғурларни,
Шәһәрләргә иш тепип көчәрди.
«Яхшилиқ қилалмисаң, яманлиқ қилма»,
Дәп вәсийәт қилған еди униң атиси.
Йол ясап, көрүк селип, өстүрүп алма,
Тәр төкүп ишләп кәлди күндүз-кечиси.
АҚШта миллий көргәзмә ечип,
«Үч вилайәттин» әхбарат бәрди.
Дилларға гимнниң нур-сазин чечип,
Шатлиқ дәмлирин дилларда тәрди.
«Уйғур өйин» тәшкилләп Европиға,
Уйғур мәдәнийитин намайиш қилди.
Тәклип билән берип Созақ йезисиға,
Абдуләзиз мәқбәрисин қолға алди.
«Төрт дәрваза ичидики түгимәс сир»,
Һөҗҗәтлик фильмдин диллар бәһриман.
Мазар йенида өткүзүп нәзир,
Миннәтдар хәлқидин ул кийди чапан.
Достлуқ туғини дайим егиз көтүрүп,
«Иппәк йолидики достлуқни» вуҗудқа кәлтүрүп,
Икки милләт зиялириниң қошуп башлирин,
Шу мәрасимдин алди чәксиз апирин.
«Өзини сөйгәнләр өзгиниму сөйиду»,
Әл-йурт үчүн йүрәк дили көйиду.
Қурал Ержан, Андраш Биро, Ваққас ака,
Һун-түркийләр вәкиллирин йиғип йуртқа,
Чоң мәрасим өткүзишни қойған еди реҗиләп,
Қурал Ержан әпсус көзин йумди, хәп.
«Уйғур өйи» көргәзмиси етип пәрваз,
Нағра-сүнәй, челинди, яңриди саз.
Һәвәс билән Европилиқ бир яш йигит,
Өз арминин ейтип шунда қошти аваз:
«Әгәр маңа қайта туғулуш несип болса,
Уйғур болуп ярилишни халаттим».
Ваққас акиниң нәвриси тәрҗимә қилған,
Миллитимиз кийимигә һәммә һәйран қалған.
«Көз йешида нәмләнгән зимин» романи,
Татар қизи Сөйүнгүл Чанышеваниң.
Уйғур йеридә еди яшлиқ макани,
Таң қалдурди инсанлирин дунияниң.
Илия Бәхтия замандиши Сөйүнгүл,
— Нечүн гүлзар көйүп қалди пәқәт күл,
«Шәрқий Түркистан зари» шеирида,
Вәтәндики әһвалини,-деди, бил:
Ва, әзиз әл! Ва, әзиз жут! Гүл дияр!
Хорлиғидәк сәндә немә гуна бар?!
Ата-бовам маканидин бүгүнзә,
Саз орниға муңлуқ жиға аңлин
Бу әсәрни дунияға тонуштурушта,
Ваққас ака көп үлүшин, чоқум, қошти.
Нә арманлар техи бардур күмүч башта,
Йәтмиш алтә яшқа Ваққас ака тошти.
Акимизниң ишлириниң ондән бирини,
Шеир билән баян әттим силәргә.
Йәнә бәрсун Улуқ Егәм тоқсәнни, йүзни,
Дуа ичрә амәт тиләр бизләргә.
Туғулған күниңиз мубарәк болсун,
Йүрәк-қәлбиңиз шатлиққа толсун.
Әҗриңиз гоя нахша боп яңрап,
Әл-йурт қәлбидә мәңгүгә қалсун.
Сизниң җошқун йүригиңиз талмисун,
Ваққас ака, қәлимиңиз сунмисун.
Ана Вәтән азатлиғин нишанлап,
Дил бағдики порәк-гүлләр солмисун.
Муәллипи Абликим Дамолла
20:49 15.01.2020 жили Йәркәнт.