Яркәнтниң инавәтлик пәрзәнди еди
Һаят аққан судәк тез өтүп кетидекән. Анчә жирақ әмәс өтмүшкә нәзәр ташлисам, туғулған жутумиз Яркәнттиму көплигән көрнәклик-инавәтлик инсанлар панидин кетип, бақи аләмдин орун тутупту. Һәрбириниң өзигә хас орни, һөрмити, хәлқигә, жутиға қилған хизмәт-һиммити бар. Шуларниң арисида пәрәзимчә, Асим ака Мөрдүн оғли Қурбановниң орни, салмиғи өзгичә билиниду. Униңму тәсадипи аләмдин өткинигә он жил бопту. Шу инавәтлик инсан аримизда болғинида, мошу жилниң 26-декабрь күни һаятиниң шанлиқ 90-даваниға көтириләттекән. Шу мунасивәт билән у тоғрилиқ хатирә язмақчи болуп, қолумға қәләм алдимдә, ойлирим өтмүшни чарлап кәтти.
Башқиларни билмәймән, шәхсән өзәм Асим ака билән йеқин арилишип жүрдүм. Тонушлуғимиз өткән әсирниң атмишинчи жиллиридин башланған. Шу жиллири Асим ака Қурбанов ата-анам һулини қурған Киров намидики колхози партия тәшкилатиниң кативи хизмитини атқуратти. 1963-жили бизни өйлиниш тойимизни йеңичә өткүзүшкә дәвәт қилип, әқил-мәслиһәтлирини берип, тойға колхоз рәһбәрлирини, активистлирини қатнаштуруп, мәрасимни өзи ечип, ейтқан тәсирлик тәбрик сөзи қулиғимда һазирму ғува аңлинип турупту. Бу тоғрилиқ һәр учрашқинимизда гәп қилип қояттуқ, көңүллүк өтмүшни әскә алаттуқ. Әйнә шуниңдин бери мунасивитимиз ахирқи күнлиригичә үзүлмиди, ака-ини болуп жүрдуқ. Асим ака пат-патла телефон қилип, «Абдукерим ука, Илһамия һәдәң тамақ тәйярлаватиду, өйгә кәл, муңдишип олтирайли», дәп чақиривалатти. Өзи меһмандост, милләтпәрвәр инсан еди. Той-төкүнләрдә бәзибирлири илтимас қилип, Асим акини нахша ейтқузатти, у хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп ейталатти.
Баш қошуп қалған чағда гепи түгимәтти, қизиқ вә тәсирлик еди. Өтмүшни, яшлиқ чағни әсләшму қизиққу, у Чоң Чиған йезисида өткән балилиқ, яшлиқ чағлири Ташкәнттә өткән қизиғи билән қийинчилиғи мол студентлиқ дәврини, у йәрдә атқурған иш-хизмити, тарихимиз, мәдәнийитимизгә даир қизиқ, тәсирлик һекайә қилип берәтти. Хатириси сағлам еди, керәклик нәрсиләрни йезивелишқа тиришаттим. Мундақ ейтқанда, өзәмни Шәриқниң данишмәнлириниң бири билән сөһбәтлишиватқандәк һис қилаттим. У бирдә маңа әҗдатлири һәққидә хелә узақ гәп қилип бәрди.
— Жирақтин сөз қилсам, әҗдадимиз әсли хотәнлик екән, — дәп һекайисини давамлаштурған еди мәрһум бир күни. – Бовимиз Мәһәммәтқурван (уни Мәтқурван дәп атап кәткән) тәғдир тәқәзаси билән 1871-жили ана жутини ташлап, Яркәнт тәвәсигә чиқип, макан-җай үчүн йәр таллайду. Ахири Җоңғар Алитеғи етигидики тәбиити гөзәл, сүйи мол бүгүнки Садир йезисиға җайлишидудә, тирикчиликлирини башлайду. Атимиз Мөрдүн мошу йезида 1898-жили туғулған. Әшу жиллири тағ бағридики Садир билән Улуқ Ипәк йоли бойиға җайлашқан Чоң Чиған йезиси бир жут болуп, бир ақсақалға (болусқа) беқинаттекән. Улар баһар пәслидә сүйи әлвәк, йери мунбәт жуқарқи йеза етизлиқлирида деханчилиқ билән мәшғул болса, қиш пәслидә Чоң Чиғанға көчүп келип, маллирини беқип, сода-сетиқ билән шуғуллинаттекән. Һазир қайси садирлиқтин сорима, түви-тәти чоңчиғанлиқ, әнди чоңчиғанлиқтин сорисаң, теги садирлиқ болуп чиқиду. Һәр икки жутниң ихтисадини илгирилитиш йолида Мәтқурван бовимиз билән Рәхмихан момимиз әстаидил әмгәк қилди. Кейин әмгәк йолини пәрзәнтлири давамлаштурди.
Шуларниң бири Асим акиниң дадиси Мөрдүн Қурбанов, униң һаят йоли кеңәш дәвригә улаштидә, билим елишқа қоли йәтти. 1918-жили Яркәнт шәһиридә көрнәклик мәрипәтчи Һебиб Закирий уюштурған мәктәптә оқуйду. Өткән әсирниң оттузинчи жиллири Чоң Чиғанда дәсләп, «Пахтилиқ» совхози тәшкил қилинип, кейин у Ворошилов намидики колхоз болуп өзгириду. Мөрдүн билән рәпиқиси Мирәмзахан шу егиликтин дәсләпки әзасидин болуп, униң ихтисадини көтириш йолида шиҗаәтлик әмгәк қилиду. Савати бар Мөрдүн Талғир йеза егилиги техникуми йенида ечилған механизаторларни тәйярлайдиған курста тәһсил көрүп, дәсләпки кәспий механизатор болуп жутиға келип, һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә трактор һайдайду. Мевилик әмгиги түпәйли МТСниң пәхрий механизатори атилиду. Мирәмзахан аниму әмгәктә стахановчилар қатаридин чүшмиди.
Инавәтлик инсанлар аилисидә дунияға кәлгән у йәттә пәрзәндиниң тәрбийисигиму көңүл бөлүп, уларни оқутуп, қатарға қошти. Һәммиси өзлири халиған мутәхәссисликләрни елип, хәлиқ егилигиниң һәр саһасида үнүмлүк әмгәк қилип, тәрәққиятқа мунасип үлүшини қошти. Җүмлидин Асим йезида башланғуч мәктәпни пүтәргәндин кейин, пиядә қатнап, шәһәрдики Молотов намидики (һазирқи Алтынсарин) оттура мәктәптә оқушини давамлаштуриду. Йәттинчи синипта оқуватқинида туюқсиз уруш башлинип, турмуш шараит кәскинлишиду. Әрләрниң һәммиси дегидәк мәйданға кетип, егилик ишлири аниларға, қериларға, балағәткә йәтмигән балиларға қалиду. Асимму оқушини ташлап, егилик ишлирида ишләйду: кәтмән тутуп яланғидақ соқа һайдап, ашлиқ суғарди, тулуқ тәпти, қишлиғи путиға чоруқ кийип, мал бақти. Барлиқ ишларда әмгәк қилип, тавланди. Кейинки жиллири савати бар жигит һесапчи болупму ишлиди. Ғалибийәттин кейинму әһвал еғир болди: һәммә қалақлашқан хәлиқ егилигини тикләш, риваҗландурушқа сәпәрвәр болди. Шу сәптә Асимму бар еди. Шундақ күнләрниң биридә ишчан, меһриван рәис Имәр Тайиров Асимға ғәмхорлуқ көрситип, Яркәнт педучилищесида оқушқа дәвәт қилиду. У бу билим дәргаһини 1948-жили тамамлап, Қаш йезисида бир жил муәллим болуп ишләйду.
Алий билим елиш истиги уни беарам қилип, биртоп ағинилири билән Ташкәнт шәһиригә атлиниду. Бу йәрдики чоң билим дәргаһи САГУниң Шәриқ факультетида тәһсил көрүп, уни 1955-жили пүтирип, филолог-журналист мутәхәссислигини егиләп чиқиду. Университетни биллә тамамлиған жутдаш-курсдашлири Һезим Бәхниязов, Һаким Насиров, Әхмәт Яқупов билән Шәриқ һәқиқити редакциясигә ишқа орунлишиду. Мәзкүр журнал редакциясидә дәсләп көрнәклик әдиплиримиз Турсун Рәхимов, андин Абдумеҗит Розибақиев баш муһәррир болуп ишләйду. Редакция Шәрқий Түркстан аһалиси үчүн «Шәриқ һәқиқити» журналидин ташқири бәдиий вә сәясий китапларни тәрҗимә қилип, нәширдин чиқиратти. Асим акиму шу иҗадий ишқа қизғин киришип кетиду. М.Горькийниң «Яшлар вә балилар һәққидә», В.Осееваниң «Васек Трубачев вә униң йолдашлири», А.Макаренкониң «Педагогикилиқ поэма», шундақла «Чарвичилиқниң асаси», «Қой егилиги» вә башқиму китапларни тәрҗимә қилип, қериндашлиримизға әвәтти. «Шәриқ һәқиқити» журналиниң санлири Асим акиниң өйидә һазирму сақлақлиқ турупту.
Кейин икки әл арисидики вәзийәт мурәккәпләшкәндин кейин, «Шәриқ һәқиқити» редакцияси йепилиду. Шуниңдин кейин А.Қурбанов 1961 — 1962-жиллири Өзбәкстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң йенидики сәясий әдәбият редакциясидә муһәррир хизмитини атқуриду. У 1956-жили һәмширә қиз Илһамия Қәмбәрий билән тонушуп, өй-очақлиқ болған еди. Арида дунияға пәрзәнтлири келип, аилә шараитиға бола, 1961-жили туғулған жутиға көчүп келиду. У жиллири алий билимлик кадрға һәр җайда иш бар еди. Дәсләп, Панфилов наһийәлик партия комитетида инструктор болуп ишләп, тәҗрибә топлиди. Тәшкилий қабилийити билән көзгә чүшти. Шуниңдин кейин, у хизмәттә тез көтирилди. 1962 – 1966-жиллири чоң егиликләр – Киров намидики колхози, андин «Көктал» совхозида партия комитетиниң кативи, 1966 – 1977-жиллири наһийәлик хәлиқ назарити комитетиниң рәиси, 1978 – 1980-жиллири «Красный Восток» колхозиниң рәиси лавазимлирида ишлигәндә, өзиниң ишбиләрмәнлигини, уюштуруш қабилийитини, адәмләр билән ишләш маһаритини ярқин намайиш қилип, хәлиқниң һөрмәт-ишәнчисигә муйәссәр болалиди.
Асим ака Қурбанов 1980-жилдин йәнә наһийәлик хәлиқ назарити комитетини жигирмә жил үзлүксиз башқуруп, наһийәниң ихтисадий вә мәдәнийитиниң тәрәққиятиға салмақлиқ үлүшини қошти. Мошу дәвирдә униң тәр төкүп, әстаидил әмгәк қилғанлиғини яркәнтликләр яхши билиду. Өзигә дағ чүшәрмәй, хәлиқ мәнпийити үчүн садақәтлик вә һалал әмгәк қилишниң нәмунисини көрсәтти. Адаләтлик, җавапкәрликни сезиш, дадил пикирлик болуш, һәрнәрсигә пәм-парасәт билән яндишиши, адәмләргә диққәтчанлиқ билән қараш – униң вуҗудиға сиңгән алий пәзиләтләрдин еди. Асим акиниң җумһурийәтлик дәриҗидики пенсиягә сазавәр болуши – шу пидакарлиқ әмгигиниң мевисидур.
Асим ака Қурбановниң узун жиллиқ шиҗаәтлик әмгиги һөкүмитимиз тәрипидин мунасип баһаланди. У икки қетим Һөрмәт Бәлгүси ордени, «СССР хәлиқ назарити органлиридики җасарәтлик әмгиги үчүн» пәхрий бәлгүси, көплигән медальлар вә пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. 1984-жили Москвада, Кремль Сарийида өткән хәлиқ назарәтчилириниң Пүткүлиттипақлиқ кеңәшмисигә делегат болуп қатнашти, он бир қетим наһийәлик кеңәшниң депутати болуп сайланди. Яркәнт шәһириниң вә Алмута вилайитиниң Пәхрий граждани намиға сазавәр болди. Әвзили, жутдашлириниң сөйгү-муһәббитигә еришти.
Асим ака Қурбановниң көпжиллиқ әмгәк паалийитиниң җәмийәтлик ишларсиз тәсәввур қилишқа болмайду. У наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини қуруш тәшәббускарлириниң бири болуп, дәсләп бирнәччә жил җәриянида уни өзи башқурди. Көрнәклик әдиплиримиз Өмәр Муһәммәдий вә Қари Босақовниң харабийлиққа айланған қәбирстанлирини тепип, җәсәтлирини йеңи қәбирстанлиққа көчириш, ядикарлиқ орнитиш, Билал Назимға һашамәтлик һәйкәл орнитиш, кона қәбирстанлиқтики бүйүк затлар Низамдун ахунум билән Веливай Йолдашевниң тупрақлирини тепип, рәткә кәлтүрүп, қоршаш, хатирә тахтилирини орнитиш вә мошуниңға охшаш талай сахавәтлик, изгүлүк ишларда алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткәнлигини мән гезит хадими сүпитидә яхши билимән. Қисқиси, миллитимизгә мунасивәтлик мәсилиләрдә Асим ака дадил вә җүръәтлик болуп, уларни һәл қилиш йолида зор күч чиқарди. У һаятиниң ахирқи күнлиригичә наһийәниң, шәһәрниң вә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң паалийитигә паал арилишип, өзиниң баһалиқ пикир, мәслиһәтлирини берип турди.
Асим ака шундақла инақ аилиниңму меһриван атиси еди, вападар, ғәмгүзар рәпиқиси Илһамия һәдә иккиси қериндашлириға, пәрзәнтлиригә көрсәткән ғәмхорлуғи түпәйли уларниң һәммиси алий оқуш орунлирида оқуп, өзлири халиған мутәхәссисликләрни елип, хәлиқ егилигиниң һәрхил саһалирида әстаидил әмгәк қилди. Җүмлидин оғли Һашимҗан Қурбанов көрнәклик рәссам, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, «Илһам» мукапитиниң лауреати.
Вақит өтүватиду, әл-жути үчүн әмгәк әҗрини төккән сахавәтлик инсанларни унтушқа болмайду. Җүмлидин Асим ака Қурбановниң исмини әбәдийләштүрүш вақтиму кәлди. Шуңлашқиму пурсәтни ғенимәт пайдилинип, шәһәрдики бир кочиға униң намини беришни ойлаштуруп, һәрикәт қилишимиз лазим.
Абдукерим ТУДИЯРОВ, пешқәдәм журналист.