Воскресенье, 22 декабря, 2024
Тарих

Бәдөләт ғәзинисиниң талан – тараҗ қилиниши

Молла Муса Сайрами

 

Җанабий атилиқ Ғази паний дөләтни ташлап, бақий дуняни халап, җенини әзраилға, мал-мүлкини оғуллири билән қипчақларға, бәлки хәнзу қалмақларға тапшурди.

Магомет Якуб бек Бадаулет (узб. Yoqub bekуйг. Яқуб-Бәг Бәдөләт Хан/ياقۇب بەگ بەدۆلەت خان — Якуб-Бек «Счастливый» Хан; р. около 1820Пскент под Ташкентом по другим данным в местности Капа под Андижаном — 1877) — правитель государства Йеттишар(«Семиградье») в Восточном Туркестане, и Кашгара, в 1860-70-х годах.

Нияз Һекимбәг билән Әһрархан төрәм атилиқ Ғазиниң җәситини ичкири әкирип ятқузуп қоюп Қарашәһәрдики Һәққулибәгкә болған вәқәни баян қилип тезликтә хәт маңдурди. Һәққулибәг үчинчи күни Қара шәһәрдин йетип кәлди. Аңғичә Нияз Һекимбәг өзидин еһтият қилип, әрз-дад болса атилиқ Ғазий һаят вақтидикидә әкиргән болуп кирип – чиқип, ярлиқ пәрманларни берип турди. «Җанабий алийниң миҗәзлири сәл хапа икән. Аз вақиттин кейин чиқиду», дәп кишиләрни йеқин барғузмай үч күнни өткүзди. Һәққулибәгниң арқисидин Һекимхан төрәм башлиқ әмирләшкәр, пансатларму арқа-арқидин йетип кәлди, әһвалму ашкара болди.

Нияз Һекимбәг, Муһәммәд Керим дадшаһ, Ташбай дадшаһ вә Атабай пансатлар башлиқ әмирләшкәрләр мәслиһәтлишип, бурунқи падишаһларниң рәсим- қаидилири бойичә һекимхан төрәмни ақ кигиз үстидә олтурғузуп «хан» қилип көтүрди. Хәзининиң ишиклирини ечип әмир, дадхаһ башлиқ чоң-кичикләргә, йигит- сәрвазларға тон-сәрупай, пул вә тилла, ат вә җабдуқларни бәргили турди. Мушу әһвалда йәттә күн өтти. Бир кечидә Һәққулибәг атилиқ Ғазиниң җәсәт- тавутини елип Ақсу тәрәпкә наһайити тез йүрүп кәтти.

Дадшаһлар башлиқ чоңлар: «Һәққулибәг атилиқ Ғазиниң җәситини елип йүрүп кәтти. Улар Ақсуға берип хәзиниләрни қолиға елип сәрәмҗан қилип, Қәшқәргә берип у йәрдики хәзинә- дәпниләрни қолиға киргүзүп, андин кейин бизләргә қаримай Әнҗан, Ташкәнтләргә чиқип кетиду, хәзинә болмиса биз хәнзулар билән қандақ урушимиз? Уларниң арқисидин қоғлап хәзиниләрни бәрмәсликимиз керәк», дәп Һекимхан төрәмни мақул қилди. Корлини Даху туңганға тапшурди. Униңға Ақсулуқ кочир ваңниң оғли Ақниязбәгни туңчи вә ясавул беши қилип, бай Муһәммәд җарчи бешини 500 сәрвазға башлиқ қилип Корлида қоюп, һекимхан төрәм башлиқ қошунлар Ақсуға раван болди вә алдирап-һолуқуп Ақсуға йетип кәлди.

Һәққулибәг алдида йетип келип, Ақсуда икки күн туруп, бир мунчә хәзиниләрни йиғиштуруп, йигит вә қипчақлар билән атилиқ Ғазиниң җәситини елип Қәшқәргә йүрүп кәткәниди. Һәққулибәг «дадамниң җәсәт-тавутини Қәшқәргә апирип һәзрити Апақ Хоҗам мазириға дәпнә қилип болғандин кейин акам билән мәслиһәтлишип я мән келәрмән, я акам келәр. Андин хәнзулар билән ғазат қилармиз», дегән мустәһкәм нийәт билән йолға чиққаниди. Әмма Нияз Һекимбәг: «Кичик бегим (Һәққулибәг) Қәшқәргә йүрүп кәтти. Ғәризи башқичидәк қилиду. Әлвәттә еһтият қилғайсиләр вә хәвәрдар болғайлар. Вәссалам», дәп бир нәччә питнә-пасат гәпләрни йезип мәхпий һалда чоң бәг (Бекқулибәг)кә хәт маңдурғаниди. Чоң бәг хәтни көрүп мәзмунидин вақип болғандин кейин: «Һәққулибәгни учриған йәрдә өлтүрүп көмүветип нәрсә-керәклирини әкилиңлар», дәп пәрман берип Муһәммәд зия пансатни баш қилип бир нәччә мәһрәм, йигит — сәрвазларни Һәққулибәгниң алдиға чиқарғаниди. Булар Лонку дегән йәрдә учрашти. Аттин чүшүп бир пиялә чай ичишкәндин кейин атлириға минип йолға чүшти. Һәққулибәг болған вәқәләрни бир-бирләп баян қилип сөзләп берип, буларниң яман ғәрәзлиридин бихәвәр, халис, тоғра нийәт билән кетип барған чағда, Қәмбәр Мәһрәм дегән Һәққулибәгкә қаритип оқ чиқириду. Оқ бу тәрәптин у тәрәпкә өтүп кетиду. Һәққулибәг «бу немә поқ йегиниң», дәп қиличлирини тартип чиқирип чапмақчи болғанда йәнә бир йигит оқ чиқириду. Һәққулибәг аттин йиқилип җан бериду. Уни шу җайдики бир җилғиға дәпнә қилиду. У җай «Һәққулибәг җилғиси» дегән нам билән мәшһур болди.

Тарихий һиҗрийиниң 1294- йили җамадийәл әввәлниң 2- күни Һекимхан төрәм Ақсуға келип ханлиқ тәхтигә чиқип олтурди. Һәммә йигит-сәрваз, қирғиз-қипчақлар атилиқ Ғазиниң Ақсудики хәзинә-дәпнилирини талан-тараҗ қилип булап кәтти. Бундақ булаң-талаң «Хан талиңи» дейилидикән. Мушундақ паракәндә күнләрдә Нияз Һекимбәг бир нәччә мулазимлирини елип Хотәнгә қарап қечип кәтти.

һекимхан төрәм алаһидә ярлиқ-пәрман билән Абдураһман дадхаһни Ақсуға һаким қилди. Амилхан төрәмни Кучаниң һакимлиқидин еливетип, Кучани Муһәммәд Реһимхан төрәмгә суюрғал қилип бәрди. Учтурпанни һеким пансатқа, Бай вә Сайрамни Мусамис бегигә тапшурди. Муһәммәд Муса Тоқсабә, Атабай пансатларни һудәйчи қилип ярлиқ чүшүрди. Бәчә батур пансатни һәммә ләшкәр үстидә әмир ләшкәр қилди. Керим қул дадхаһ, Молла алим Қулиниң оғли Ширмуһәммәд мирзини әмирләшкәр қилди. Кепәк Лавур вә Муһәммәд әпәндини 2000 сәрвазға әмирләшкәр қилди.

Демәк, сәккиз әмирләшкәргә ярлиқ вә нишан берип, туғ-байрақ, дап-думбақ, қорал-ярақ, ат-топчақларни берип, падишаһларчә мәрһәмәт, сехийларчә илтипат көрсәтти. Шу пәйттә Қәшқәрдин «Бекқулибәг, Җамәдар дадхаһ, Өмәрқул әмирләшкәр вә Алаш дадхаһлар башчилиқида нурғун қошун билән Ақсуға қарап йолға чиқти», дегән яман хәвәр йетип кәлди. Һекимхан төрәм бу хәвәрни аңлап Бәчә батур әмирләшкәр башлиқ һәммә ләшкәр беши, пансат, йигит-сәрваз болуп җәмий 25 миң қошун билән атлинип, мәнзилму мәнзил йол йүрүп Ақсудин төрт мәнзил йирақлиқтики Яйди дегән җайға йетип келип чүшүп орунлашти.

Бекқулибәг қошуниниң чиғавули Алаш дадхаһ Чөлқудуқ дегән йәргә келип орунлашқаниди. Һекимхан төрәм Муһәммәд Сийит пансат, Һапиз пансатларни пәрман билән чиғавул қилип маңдурғаниди. Икки чиғавул учришип Алаш дадхаһ вә униң йигитлирини арқиға яндуруп вә бир нәччә адәмлирини тутуп бағлап әкәтти. Қәшқәрлик Ахун пансат Һекимхан төрәм тәрипигә қечип өтти. Һекимхан төрәмниң ләшкәрлири Ахун пансатни мубарәклиди. Буниң билән зор хушаллиқ йүз кәлтүрди. Улар шу күни арам алди. Сиртта қаравул вә пайлақчиларни қойди. Әтиси бу икки хунхор чоң қошун йүзмуйүз болуп сәплирини раслап җәңгә киришти. Һәр икки тәрәптин әскәрләр өлүшкә башлиди. Әҗәлниң базири җуш уруп раса қизиди. Һекимхан төрәмниң батурлири Бекқулибәгниң йигитлирини арқиға чекиндүрүп мәғлуп қиливатқан чағда, Атабай пансат һудәйчи Һекимхан төрәмдин йүз өрүп йигитлирини елип Бекқулибәг тәрәпкә қечип топни бузуп кирип кәтти. Буниң билән Бекқулибәг тәрәпкә күч қошулуп, Һекимхан төрәм аҗизлашти. Мушу әһвалда Һүсәйин Мәһрәмниң бешиға оқ тәгди. Һекимхан төрәм арқиға чекинди. Керим қул әмрләшкәр, Керим бай мирза вә Елибәг пансатларму арқисиға янди. Муһәммәд Муса Тоқсабә, Кепәк Лавур, Муһәммәд Реһим палванлар Кәлпин Қашқал, Қарабулақ билән өтүп Әнҗанға қарап раван болди. Буларға йигит-сәрвазлар қошулуп 1500 гә йеқин адәм болуп биллә кәтти. Икки қошун алтә саәт урушти. 1500 чә ләшкәр чиқим болди.

Атабай пансат Бекқулибәгниң алдиға берип дуа қилғандин кейин «Яйдида нурғун хәзинә бар иди. Зайә болуп кетәрмикин», дәп мәлум қилди. Бекқулибәг Атабай пансатқа тон-сәрупай мәрһәмәт қилип, «Сиз илгириләп берип хәзинини муһапизәт қилиң!» дәп пәрман қилди. Атабай пансат тез берип хәзинини өз тәрипигә тартиватқанда, Һекимхан төрәм йетип кәлди. Атабай пансат қачти. Һекимхан төрәм туттуруп келип: «Мәндин немә яманлиқ көрдүң?» сени һудәйчи қилсам сән маңа тузкорлуқ қилдиң. Ата-бова әҗдадимниң улуғлуқини көрдүңму? Сени маңа тутуп бәрди. Өзүңниң тартишқа тегишлик җазаси», дәп ялиңачлап, шаш, тосун атниң қуйруқиға бағлап қоюп бәрди. У атниң кәйнидә дәшт-баяванларда сөрүлүп парчә-парчә болуп йоқалди. Һекимхан төрәм хәзиниләрни талан-тараҗ қилишқа һөкүм қилди. Ахир башқилар булап түгәтти.

Нәзм:

Налә қилма ғәйридин өзүң ишидин бол молул,

Ким зәрәрни терип әрдиң һәм зәрәр таптиң һосул.

Шәми пәрванәни көйдүрди,

Көйгүси дағи өз аяғи билән.

Һекимхан төрәм Айкөлгә кәлди. Айкөлдин арални арилап өтүп Үчтурпанға барди. У йәрдиму турмай Бәдәл давинидин ешип Иссиқ көлгә берип, у йәрдиму тохтимай Пәрғанә вилайити, Мәрғилан шәһиригә тәвә аба вә әҗдадлириниң қәдимки мәһәллиси «Әскә» дегән җайға берип орунлашти. Һекимхан төрәм билән Муһәммәд Тоқсабә башлиқ 5000 дин артуқ атармән-чапармән йигитләрму биллә чиқип кәтти. Бәчә батур башлиқ бир нәччә пансат вә 10 миңдин ошуқрақ йигитләр һеч тәрәпкә йөткәлмәй туруп Бекқулибәгкә итаәт қилди. Бекқулибәгму буларға илтипатлар көрсәтти. Бекулибәгкә ишәнч вә ихласи йоқ йигитләр һәр тәрәпкә қечип, сәргәрдан болуп тарап кәтти. Шуниң билән исламдин ронақ кәтти.

Җанабий Яқупбәг атилиқ ғазиниң ләқими «Бәдөләт» иди. Бу ләқәм асмандин чүшкән, Тәңри ата қилған ләқәм иди. Бәдөләт кәтти, исламниңму дөлити кәтти. Улуғ Тәңрим, мусулманларниң көңлидин исламниң муһәббитини йоқ қилмиғайсән. Қиямәт күни мусулманлар қатарида баш көтүргили несип қилғайсән, Амин! иккила аләмниң пәйғәмбири ― Муһәммәд Әләйһиссаламниң һәққи – һүрмитидин дуайимизни иҗабәт қилғайсән.

(Молла Муса Сайраминиң «Тарихий әминийә» намилиқ китабиға асасән, торға йоллиғучи: алим биз блогидин Туран Текин)

 

ТРАНСЛИТ НА КИРИЛЛИЦУ АМРАҚ