6-usy
Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити Армийәсиниң баш министир Сабит Дамоллам тутқун қилинғандин кейинки мустәқиллиқ урушлири
(6)
Муһәммәт Турсун Уйғур
(Давами)
Мәхмут Муһити чәт әлгә чиқип кәткәндин кейин ШәрқийТүркистан Ислам Җумһурийити Армийәси қомандансиз қалиду. Бу вақитта Шәрқий Түркистан Армийәсиниң Йәкәндә туруватқан 34-полки, Йеңисардики 33-полки вә Қәшқәр шәһири Дөңбағдики 32- полкидики әскәрләрниң бир қисми Шең Шисәйгә қарши қозғилаң көтүрүп, Хотәндики Махусән қисимлири билән бирлишиду. 6-Дивизийәниң бир қисми болса иштаб башлиқи Қурбан Сә’идигә[1] әгишип, Йеңишәһәргә чиқип Шең Шисәй һөкүмити тәрәптә туриду. Мана мушундақ җиддий вә үмидсиз вәзийәттә 33-полкниң қоманданлиридин бири болған Абдунийаз Камал[2] қомандансиз оттурида қалған ШәрқийТүркистан Армийәсигә баш болуп оттуриға чиқиду.
Мәхмут Муһити һиҗрәт қилип Һиндистанға маңған вақитта Абдунийаз Камал Йеңисардики 33-полк 1-ротаниң командири болуп, Йапчан, Һараб қатарлиқ истратегийәлик муһим җайларниң аманлиқ вә чарлаш вәзиписини өтәватқаниди.
Абдунийаз Камал шуниңдин кейин Шәрқий Түркистан Армийәсиниң 33-полкидики оттурида қелип қалған 1600 дин көп әскәрни Йәкәнниң Качуң дегән йеригә йиғиду. Йиғилған армийәниң башлиқлири 1937-йили 4-айниң 12-күни Качуңда чоң бир офитсерлар йиғини ачиду. Бу йиғинда әқил, қабилийәт вә батурлуқта көзгә көрүн’гән Абдунийаз Камални барлиқ офитсерлар бирдәк аваз билән Мәхмут Муһитиниң орниға Шәрқий Түркистан Ислам Җумһурийити дөләт армийәсиниң баш қоманданлиқиға сайлайду.
Абдунийаз Камал Шәрқий Түркистан Армийәсиниң баш қоманданлиқиға тәйинлән’гәндин кейин, Мойдин полк командирини[3] түрмидин чиқирип му’авин қомандан һәм иштаб башлиқлиқиға тәйинләйду. Андин армийәни тәртипкә салиду. Алди билән рота командерлирини полк командерлириға өстүрүп, армийәни Мәхмут Муһитиниң вақтидикидәк төт полкқа айрип тәң тәқсим қилиду. Кейин дивизийә бойичә һәммәйләнни йеңи полк, роталар бойичә кәң далида сәпрас қилип, өзи бир дөңниң үстигә чиқип сөз қилиду. У ахирида:
— Биз ким үчүн уруш қилимиз?- дәйду. Һәммә әскәрләр бирдәк:
— Вәтән үчүн,- дәп җаваб бериду. У йәнә:
— Вәтән бизниң немимиз?- дәп сорайду. Әскәрләр:
— Вәтән бизниң ата-анимиз, ака-инимиз, ача-сиңлимиз, иззәт-һөрмитимиз, һәммә нәрсимиз,- дәп җаваб бериду. Шуниңдин кейин Абдунийаз Камал алди билән йеңи 1-полкқа кечиләп йүрүш қилип, Йәкәнни азад қилишқа буйруқ чүшүриду.
Шундақ қилип Абдунийаз Камал 1937-йили 4-айниң 12-күни Шәрқий Түркистан Армийәсигә рәһбәрлик қилип, Шең Шисәй һакимийитигә қарши рәсмий уруш башлайду.
Бу чағда Йәкәндә Лу Сиңчуң қоманданлиқида бир полк хитай әскири болуп, улар Шәрқий Түркистан Армийәсини көрүп, қорқуп кетип қаршилиқ қилмайла тәслим болиду. Шуниң билән Йәкәндин ибарәт бир шәһәр, Мәкит билән Поскам қатарлиқ икки наһийә Абдунийаз Камалниң қолиға өтиду. Бу ғәлибидин кейин Абдунийаз Камал Шәрқий Түркистан Армийәсиниң баш иштабини Йәкән шәһиригә қуриду.
Абдунийаз Камал қол астидики әскәр башлиқлири билән мәслиһәт қилишқандин кейин Шең Шисәйгә: «Баш қомандан Абдунийазниң қоманданлиқини етирап қилиш, қисим қоманданлиқ иштабини Қәшқәрдин Йәкән’гә йөткәп елип кетиш, тәминатини һөкүмәттин бериш» қатарлиқ тәләпләргә қошулса, Шең Шисәй һөкүмитиниң буйруқини орундаймиз, дәп тәләп қойиду. Чүнки у вақитта Шәрқий Түркистан земинида Шең Шисәй намда Шәрқий Түркистанниң һөкүмрани болған билән, әмәлийәттә Совет иттипақи һөкүмранлиқ қиливататти. Шуниң үчүн Шең Шисәйгә қарши чиқиш демәк, Совет иттипақиға қарши чиқиш демәк болатти. Бу вәзийәтни йахши билгән Абдунийаз Камаллар бир амалларни қилип мувапиқ пурсәт кәлгүчә өзини қоғдап қелиш үчүн, йуқириқидәк тәклипни оттуриға қойушқаниди.
Сталинниң қорчақ һөкүмәт башлиқи Шең Шисәй у тәләпләргә қошулмайду һәмдә Хотәндә туруватқан туңган Ма Хусән’гә «Сән Абдунийаз қисимлириға һуҗум қилип қоралсизландурсаң, мән саңа йардәм қилсам» дәп телеграмма бериду. Ма Хусән «мақул» дәп қойуп, Абдунийазға әлчи арқилиқ Шең Шисәйниң телеграммисини әвәтип бериду вә «Иккимиз бирлишип Шең Шисәйгә қарши турсақ» дәп тәклип бериду. Бу интайин қалаймиқан вә еғир вәзийәттә Абдунийаз Камал вә униң қол астидики қоманданлар нәччә күн кеңәшкәндин кейин ахир Ма Хусән билән бирлишишни қарар қилиду. Шуниң билән Абдунийаз, Ма Хусән билән бирлишип, Шең Шисәйгә қарши туридиғанлиқини җакарлайду. Ма Хусән әскәрлиридин 300 ни Абдунийазниң қошуниға қошуп бериду. Абдунийаз билән Ма Хусән кеңишип, Ма Хусән 1500 әскири билән Шең Шисәйниң Йеңишәһәрдики Лийу Биң қисимлириға, Абдунийаз 1300 әскири билән Қәшқәр Йумилақ шәһәрдики Қурбан Сә’иди қисмиға һуҗум қилишқа келишиду. Мойдин Тү’әнҗаң болса 600 әскәр билән Йопурғиниң Терим йезиси арқилиқ Қәшқәр Конишәһәргә қарап йолға чиқиду.
Абдунийаз Камал қайта-қайта ойлинип, Советниң бу урушқа арилишидиғанлиқини пәмләп, ахирқи қетим Қәшқәрдики Совет әлчиханиси билән алақилишип, Совет иттипақиниң Шәрқий Түркистанниң ички ишлириға арилишишини тосуп қелишқа урунуп көриду. У Совет иттипақиниң Қәшқәрдики әлчисигә «Совет иттипақи езилгүчи милләтләрниң башпанаһи. Шуңа ашу шо’ариға асасән бизгә йардәм бәрсә, биз Совет иттипақиға қарши әмәс, Совет иттипақи билән дост өтүшни халаймиз. Әгәр йардәм беришни халимиса битәрәп болуп турушини тәләп қилимиз» дегән мәзмунда хәт киргүзиду.
Абдунийаз Камал 1937-йили 5-айниң 25-күни Йәкәндин қошунини башлап Қәшқәргә атлинип, 29-күни Дөләтбағқа йетип келиду вә мәслиһәтчиси һәм полк командири Абдуқадир Һаҗини[4] йазған хәтниң җавабини елишқа әвәтиду.
Совет әлчиси Абдуқадир Һаҗиға: «һечқандақ йардәм берәлмәймиз һәм һечқайси тәрәпкә йан басмаймиз, бу өзүңларниң ички иши» дәп җаваб бериду.
Абдунийаз Камал бу гәпни аңлиғандин кийин әтрапидики қоманданларға:
— Советниң бизгә йардәм бәрмәйдиғанлиқини биләттим, улар Шең Шисәйгә йардәм бериду. Шундақтиму синап бақтим,- дегән.
Абдунийаз Камал алди билән Қәшқәр Йарбағдики түрмидә наһәқ йетиватқан тутқунларни қутқузушни ойлап, Түмән дәрйасини бойлап, Йарбағқа қарап илгириләйду. Бу чағда Ишақбек[5], Мәвланоф қоманданлиқидики Қәшқәр сақчи қисимлири сезип қелип қаршилиқ көрситиду, кейин мәғлуп болуп, чекинип Йумилақшәһәр сепили ичигә киривалиду.
Абдунийаз қисимлири Йумилақшәһәр сепилини қоршап һуҗумни башлиғанда, Мәвланоф Йарбағ түрмисидики Мәмтели Тәвпиқ (1901-1937), Қутлуқ Һаҗи Гәвқи (1876-1937) қатарлиқ 300 дин көп Шәрқий Түркистанниң бигунаһ мунәввәр оғланлирини ғалҗирлиқ билән қирғин қилип, йеңишәһәргә қечип кетиду.
Уруш башланғандин кейин Йумилақшәһәрдики Қурбан Сә’иди қисмидики бир қисим җәңчиләр өз қериндашлири болған Шәрқий Түркистан Армийәси билән урушушни халимай, сепилдин сийрилип чүшүп Шәрқий Түркистан қисимлириға қошулуп кетиду.
Шу чағда Абдунийазниң йазған хетигә «…бу өзүңларниң ички иши» дәп җаваб бәргән Совет әлчиси бирдинла келиштүргүчи болуп оттуриға чүшиду. Нәтиҗидә Қурбан Сә’иди Йумилақшәһәрни Абдунийаз билән Махусән’гә тапшуруп, қалдуқ қисимлирини елип Йеңишәһәргә чиқип кетидиған болиду. Келишимнамигә Абдунийаз билән Ма Хусән қошулуп тәң имза қойиду.
Уларниң немә үчүн шундақ келишим түзүшкә қошулғанлиқи намәлум. Бу йәрдики әһвал: Абдунийаз қисми һуҗум қилғанда Йумилақ шәһәрдики Шең Шисәйпәрәс Қурбан Сә’идиниң қисимлири өз қериндашлирини көрүп, сепилдин чүшүп Абдунийаз қошуниға қошулушқа башлайду. Бундақ болғанда тәби’ий һалда Шең Шисәйниң күчи аҗизлап, Абдунийазниң күчи күчийишкә башлайтти. Буниң билән биргә Йумилақ шәһәрму тәби’ий һалда Абдунийазниң қолиға өтәтти. Абдунийаз билән Ма Хусәнләр бу нуқтиға диққәт қилмиған болса керәк. Әмма руслар бу әһвални мөлчәрләп, һапила-шапила келип ариға чүшкән. Нәтиҗидә Йумилақ шәһәр қолдин кәткән болсиму, Қурбан Сә’идиниң қолидики икки миң әтрапидики Шәрқий Түркистан Армийәси Шең Шисәй вә Советниң қолида қалған. Әһвал мана мушундақ болған болуши мумкин.
Мушу күнләрдә, йәни 1937-йили 6-айниң 1-күни Шең Шисәйниң 10 машина әскириниң Ақсуға чүшкәнлик хәвири келиду. Бу хәвәрни аңлиған Абдунийаз билән Ма Хусән музакирә қилип, «Ма Хусән Қәшқәрдә қелип шәһәрни муһасирә қилиш, Абдунийаз 1400 әскәрни башлап (300 и туңган) Маралбешиға берип, Үрүмчидин келиватқан әскәрләрни тосуш»ни қарар қилиду. Қарарға бина’ән Абдунийаз Камал 1937-йили 6-айниң 3-күни Қәшқәрдин йолға чиқип, 7-күни Маралбешиға йетип келиду.
Абдунийаз қисимлириниң кәлгәнликидин хәвәр тапқан Шең Шисәйниң 10 машинида кәлгән (тәхминән 400 чә) әскири Маралбеши сепили ичигә киривелип, сепил ичидики әскәрлири билән бирлишип, қаттиқ қаршилиқ көрситиду. Абдунийаз қисимлири болса техиму шиддәтлик уруш қилип, йамғурдәк йеғиватқан оқларға қаримай илгириләп, сепил дәрвазисиға от қойуветиду. Кейин дәрвазидин бөсүп кирмәкчи болғанда, дүшмән қошунлири машиниға орнитилған пилимоттин тәң оқ чиқирип, сепил ичидин қечип чиқиду. Абдунийаз қисимлири тосуп зәрбә берип уларниң көп қисмини йоқитиду. Дүшмәнниң икки машина әскири қоршавдин бөсүп чиқип қачалайду. Әмма буларму қечип Тумшуққа кәлгәндә, Абдунийазниң алдин орунлаштуруп қойған әскәрлири тәрипидин тосувелинип йоқитилиду. Шуниң билән Маралбешиму азад болиду.
Абдунийаз Камал йүрүшни давамлаштуруп Ақсу дәрйасиниң җәнубиға орунлишип асаси қисмини мудапи’әдә турғузиду. Ақсуниң Айкөл дегән йеригә барғандин кейин, пүтүн қисмини қайта тәшкилләп бир поликни Қумбашқа, бир поликни Аватқа, бир поликни Ғоричөлгә, бир поликни Дәрйа бойиға орунлаштуриду. Давут Қари исимлик рота командирини 100 әскәр билән партизанлиқ уруши қилиш үчүн Куча, Шайарларға әвәтиду. Давут Қари тәдбирлик адәм иди. У қисқа вақитта әскәрлирини 500 гә йәткүзүп уларни қаттиқ тәрбийәләп, Шайар, Қуча, Бүгүр һәтта Қарашәһәрләргичә илгириләп ғәлибилик уруш қилиду. Кучада болған урушта Шең Шисәйниң бир инисини әсиргә елип, етип өлтүриду. Дүшмән арқа сепини Паракәндә қилип, Шең Шисәй әскәрлирини һуҗумму қилалмайдиған йаки чекинәлмәйдиған қийин әһвалға чүшүрүп қойиду.
Давами бар …
________________________________________
[1] Қурбан Сә’иди, 1892-йили Турпанда туғулған. У Шең Шисәйгә бойсунсиму йәнила тутқун қилинип, 1939-йили түрмидә қаттиқ қийин-қистақлар билән өлтүрүлгән.
[2] Абдунийаз Камал: 1910-йили Турпанниң Тоқсун наһийәсидә туғулған. Дадисиниң исми Камал, аниси Тохтихан. 1917-йилидин 1932-йилиғичә 15 йил мәһәллисидики Ақташ мәдрисигә кирип Закир моллам дегән кишидә оқуған. Бала вақтидила мәһәллисидә «Қочқар палван» дәп нами чиққан. Абдухалиқ Уйғур униң билән йеқин достлардин болуп, бир күни Абдунийаз Камални моңғулларниң Йултуз (Байинбулақ)да өткүзүлидиған даңлиқ надам байримиға елип барған. У бу байрамда моңғулларниң палванлири билән әр мәйданиға чүшүп елишип, әң даңлиқ моңғул палвинини йеңип, шу йилқи надам байриминиң палвини болған һәмдә ғалиб палванға мукапат үчүн мәхсус тәййарланған ақ боз ат билән тартуқланған. Бу моңғуллар арисида наһайити аз көрүлидиған бир әһвал иди. Абдунийаз Камал һайатиниң ахириғичә барлиқ урушларда мушу ақ боз етини ишләткән. Абдулла Талип (1926-2005)ниң бу атқа беғишланған «егәрлик ат» намлиқ повестиму бар. У 1932-йили 12-айда Абдухалиқ Уйғурниң тәклипи билән инқилабқа қатнашқан вә Мәхмут Муһитиниң ишәнчлик адәмлиридин биригә айланған.
[3] Мойдин полик командири (тү’әнҗаң), 1903-йиллар әтраплирида Кучада туғулған. Кәспи тумақчи. Советпәрәс. У Қәшқәрдә әпйун чекишни өгинип қалғачқа қолға елинған. Шу чағда 33-полкниң түрмисидә иди.
[4] Абдуқадир Һаҗи: 1904-йили Атуш Теҗәндә содигәр а’илисидә туғулған болуп, дадисиниң исми Йақуп. У диний мәктәпни Теҗәндә, пәнний мәктәпни Қарақолда оқуған, системилиқ тәрбийәлән’гән. Осман Ели қисми Қәшқәргә киргәндә, у нәччә йүз әскәр тәййарлап келип Осман Елиниң қол астида полк командири болған. Мәхмут Муһити чәт әлгә чиқип кәткәндин кейин Абдунийаз Камалниң қошуниға қетилған. Абдунийаз Камал рәһбәрликидики Шәрқий Түркистан Армийәси йоқитилғанда аман қелип, Һиндистанға чиқип кәткән. 1947-йили Қәшқәргә қайтип келип баҗ идарисиниң башлиқи болған. 1987-йили 83 йешида вапат болған (Абдуқадир Һаҗиниң «1933-йилдин 1937-йилғичә Қәшқәр, Хотән, Ақсуларда болуп өткән вәқәләр» мавзулуқ әслимиси хитай тәрипидин қалаймиқан қиливетилгән, һәм 1949-йилидин 1987-йилиғичә болған җәрйан йезилмиған (омумйүзлүк тәкшүрүлүши лазим).
[5] Ишақбек, «Шинҗаң тарих материйаллири»(23)ниң 259-бетидә 1902-йили, «Шинҗаң йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләр» дегән китабниң 33-бетидә 1900-йили Улуғчат наһийәсидә туғулған, дәп йезилған. Миллити қирғиз. 1945-йили 4-айда Шәрқий Түркистан Җумһурийити Армийәсиниң баш қоманданлиқиға тәйинлән’гән. У Җумһур рә’ис Әхмәтҗан Қасими (1914-1949) қатарлиқ дөләт рәһбәрлири билән Советниң айропилани билән коммунист хитайниң йиғиниға маңғанда, 1949-йили 8-айниң 27-күни «Айропилан вәқәси» намидики суйиқәст билән өлтүрүлгән.