1864-йилидики Или деһқанлар қозғилиңиниң барлиққа келиши вә мәғлуп булуши
1864-йилидики Или деһқанлар қозғилиңиниң барлиққа келиши вә мәғлуп булуши
Шерип Нияз Хуштар
Тәйпиң тийәнго инқилаби партлап узақ өтмәйла мәмликитмизниң һәрқайси җайлирида чиң сулалисиниң әксийәтчил сияситигә қарши қораллиқ қозғилаңлар арқа – арқидин партлайду. Чиң һөкүмити еғир сияси, иқтисади киризискә дуч келиду.
У өз һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүн хәлиқниң үстидики иқтисади селиқини һәссиләп өстүриду. Илидики жияңжүн мәһкимиси илгири һәр бир түтүнниң чиң һөкүмитигә йилиға тапшуридиған 4 хо ( 256 килограм ) буғдай ғәллә парақни 1863-йилиға кәлгәндә 32 хоға өстүриду. Һәддидин зиядә иқтисади зулумға дуч кәлгән Или деһқанлири истибдат һөкүмранлиққа қарши қозғилаң көтүрүшкә мәҗбур болиду. Дәсләптә 1863-йили 3-айда Яң Сәншиң, маерләнләр башчилиқида Баяндайдики хуйзулар қозғилаң көтүриду, бу қозғилаң қаттиқ бастурулғандин кейин хуйзулар Ғулжа шәһригә вәкил әвәтип, уйғурлар билән бирлишип, чиң һөкүмитигә қарши туруш тоғрисида Абдурусулбәг баш қомандан болуш шәрти билән бу тәклипкә қошулиду.
Абдурусулбәг мәхпи тәйярлиқлардин кейин, 1864-йили 10-айниң 13-күни Ғулжа шәһиридә қозғилаң көтүргәнлкини җакарлайду. Қозғилаңчилар шу күни Ғулжа шәһирини ишғал қилиду. Әтиси муһим һәрби қорған Чилпәңзини ишғал қилип, зор түркүмдики қорал — ярағ, оқ — дора, мадди әшяларни ғәнимәт алиду һәмдә Баяндай қорғиниға йүрүш қилиду. Бу чағда Или дәрясиниң җәнубидики деһқанларму қозғилип, у йәрдики Чиң қушунлириға қоршап һужум қилиду. Қозғилаңчилар Ғулжа шәһирини мәркәз қилған һалда барғансири кеңийип, адәм сани 30 миңға йетиду. Абдурусулбәг әмир баш қоманданлиққа тәйинлиниду.
1865-йили 2-айниң 9-күни қозғилаңчилар Баяндай қорғинини ишғал қилиду. Арқидинла Күрә билән Сүйдүңни айрим-айрим һалда қоршавға алиду. Вә Тарбағатайдин ярдәмгә кәлгән Чин қушунлирини мәғлуп қилиду. Юлтуздики торғавут ваңлириниң ярдәмгә әвәткән қошуниму қозғилаңчилар тәрипидин мәғлуп болиду. Чиң һөкүмитиниң Чапчалда турушлуқ қошуни дәрһал битәрәплик елан қилиду. 1866-йили 1-айниң бешида қозғилаңчилар Баяндайниң шималидики Шәндуң җаңзисини, 1866-йили 3-айниң 8-күни Күрә қәләсини ишғал қилиду. Или Җияңҗүни Миң Рүй өзини өлтүривалиду. Сабиқ Җяңжүн Чаң Чиң вә бир қисим әмәлдарлар әсиргә елиниду. 4,5 — айларда Чиң һөкүмитиниң Сүйдүңдә турушлуқ қошуни тәслим болиду. Қорғас Җәң арқилиқ ишғал қилиниду. Или хәлқи бир йерим йилдин артуғарақ қан кечип җәң қилиш арқилиқ Чиң һөкүмитиниң Илидики әксийәтчил һөкүмранлиғини үзүл-кесил ағдуруп ташлайду, ақсөңәк — помешчикларниң йәр земин, мал мүлки қозғилаңчи деһқанларға бөлүп берилиду. Қәриз һөҗҗәтлири йиртип ташлиниду. Янчилар азат қилиниду. Еғир баж – селиқ, алван – ясақлар бекар қилиниду.
Қозғилаңчилар Баяндай қорғиниға һуҗум қиливатқанда, Или җияңжүни Миң Рүй Мәзәмзат һекимни түрмидин чиқирип (Мәзәмзат әслидә Илиниң һекимбеги болуп, 1864-йили өстүрмә селиқларни вақтида тапшурмиди, дегән баһанә билән зинданға ташланған еди). Тартуқлар берип, уни қозғилаңчилар арисиға бөлгүнчилик селишқа әвәтиду. Мәзәмзат қозғилаңниң тәрәққиятини көргәндин кейин хәлиқ тәрәптә туриду вә қозғилаңниң рәһбәрлик һоқуқини қолға киргүзүшкә киришиду.
Баяндай уруши болуватқан пәйттә, уруш қәдимини тезлитиш үчүн хәлиқ бир рәһбәрлик аппарати қуруп чиқишни тәләп қилиду һәмдә қази Нәсридин Әләмниң дәвәт қилиши билән кеңәш мәжлиси ечилиду. Мәжилискә Нәсридин Әләм риясәтчилик қилиду. Қурултай Мәзәмзатни Мәзәмхан үнвани билән хан қилип тикләйду. Абдурусул бәгни әмир, Нәсридин Әләмни қази калан, Шәвкәт Ахунни қази әскәр, Молла Розини мупти қилип, алаһәзәл султандин йүз бешиғичилик һәммә мәнсәпдарларни тәйинләйду. Шундақ қилип Илида дини һакимийәт — Или султанлиғи қурулиду. Лекин узун өтмәйла султанлиқниң ички қисмида мәзһәпчилик, һоқуқ талишиш күрүши әвҗ алиду. Нәтижидә Султан Мәзәмзат Әмир Абдурусулни суйиқәст билән өлтүриду. 1865-йили Муһәммәт почи ғожа (Оттура Асиядин кәлгән), Мәзәмзатни өлтүрүп султанлиқни тартивалиду. У өз орнини мустәһкәмләш үчүн хәлиққә барлиқ бәгләрни өлтүрүш һәққидә пәрман чүшүриду. Шуниң билән хәлиқ арисида қалаймиқанчилиқ йүз берип, еғир ақивәтләр келип чиқиду вә Муһәммәт починиң қилмиши хәлиқниң қаттиқ наразилиғини қозғайду. Ара өстәңлик Шәмсидин Хәлпәм пурсәт тепип Муһәммәт почини өлтүриду. Униң султан болған вақти аран 36 күн болиду. Муһәммәт почи өлтүрүлгәндин кейин Ғулжа шәһиридә қурултай ечилип, Молла Шәвкәт ахун султанлиққа тәйинлиниду. Молла Шәвкәт султанлиққа олтуруп узақ өтмәй, Әмир ләшкәр Убуләлаға Сумулдики шибәләрни җазалаш буйруғини чүшүриду. Убуләла 500 атлиқ әскәрни елип Қаратам кемиси арқилиқ Шибә йезилириға өтиду. Қошун Сәккиз Сумулдин өтүп, Шибә сәккиз туғ баш буғиси җайлашқан Алтә Сумулға барғучә һеч қандақ қаршилиққа учримайду. Әмир ләшкәрниң Чапчал тәвәсигә өткәнлик хәвирини аңлиған Тоқиләк йүзбеги 300 дин артуқ әскәрни елип Алтә Сумулға йетип келиду. Тоқиләк йүзбеги Убуләланиң шибәләрни җазалаш муддиасиға ашкара қарши туриду. Ашу җидди пәйиттә Сәккиз туғ башбуғи Қармаңа Убуләла билән Тоқиләк йүзбегини өз мәһкимисигә тәклип қилиду. Убуләла тәслим болуш шәртини қойиду. Шибә башбуғиси Қармаңа биринчи, Или султанлиғидикиләр шибәләрдин қиз алмаслиқ, иккинчи шибәләрни Ислам диниға киришкә мәҗбурлимаслиқ, үчинчи, өз қәбилисини урушқа салмаслиқ шәртини қойиду. Әмир Убуләла бу шәртләрни қобул қилиду. Нәтижидә шибәләр юқариқи шәртләр астида тәслим болиду. Бу сорунға шибә аял Суха меһман күтүшкә чақиртилиду. Убуләла Сухаға көз үзмәй қарайду. Буни сәзгән башбуғ Қармаңа көңлигә бир ишни пүкиду. Юқарқи шәрт бойичә қан төкүлмәй мәсилә һәл қилиду. Шибә қошуни Әмир Убуләла қошуниға қошулиду. Бу қошун ичидә уйғурчә хәнзучә, вә аз — тола рус тилини билидиған Фушән исимлик бир шибә яш болуп, у Әмир Убуләла йенида тәрҗиман болиду.
Султан молла Мәвкәт һакимийәт бешида турғанда, мустәбитликни йолға қойиду. У толиму қабилийәтсизлиги вә Әмир Убуләла билән болған зиддийити сәвәплик 1870 -йиллири әтрапида Қаш дәрияси бойида, һакимийәт бешидин елип ташлинип, орниға, Әла палван « Җаһан палван, Султан баһадир ғази, Убуләлахан » унвани билән ханлиққа көтүрүлиду. Шибә йигити Фушән ордида Убуләла йенида болиду. Бу күнләрдә ордида зиддийәтләр наһайити көп болуп, сүркилиш еғир болиду. Униң үстигә Фушән ордидики қурал – ярақ, әскири күч вә башқа ишларни егиләйду – дә, Шибә башбуғиси Қармаңаниң йениға берип, орда ичидики зиддийәтләрни доклат қилиду. Бу чағда Қармаңа тәслим булуш сорунида Әмир Убуләланиң Сухаға тикилишини ойлап, техиму көпирәк материалға егә болуш үчүн, уйғур тилини яхши билидиған Сухани еридин аҗритип Әла Султанға совға қилиду. Суха шу күндин башлап Султан Әланиң йенида болуп, орда вә султанниң ички мәхпийәтлирини билип туриду вә тәрҗиман Фушән арқилиқ башбуғ Қармаңаға йәткүзиду. (Суха Султан Убуләлаға тәккәндин кейин хәлиқ уни шивә Сарихан дәп атайду), улар мәслиһәт қилишқандин кейин, Фушән ордидин чиқип Чарросийигә өтүп, Чарросийидики Чиң һөкүмитиниң консулиға Султан Әланиң ордисики ички сирларни йәткүзиду. Консул Чарросийиниң Илиға әскәр киргүзүп, Или султанлиғини ағдурушни тәләп қилиду. Шуниң билән Чарросийә Илиға таҗавуз қилишни башлайду. (бу әһвални Мәнчиң һөкүмитиниң Чарросийә консулханисида ишләйдиған, русчә билидиған тәржиман шибә франсийилик бир консул хадимигә сөзләп бериду, франсийилик дөлитигә қайтқандин кейин, буни франсуз тилида китап қилип йезип чиқиду. Бу китап кейин русчиға тәржимә қилиниду. Русчидин Шөмүтуң әпәнди хәнзучиға тәржимә қилиду).
Әла палван султанлиқ тәхтигә чиққандин кейин һәр дәрижилик әмәлдарларни тәйинләйду. Җүмлидин Молла Тохти ахунни әмирликкә көтүриду. Кейин Әла султан билән Молла Тохти ахун оттурисида уқушмаслиқ йүз бериду. Әхмәтхан ғожа(Илидики чоң ғожа), билән Молла Шәвкәт ахун пурсәттин пайдилинип Султанға қарши топилаң көтүриду. Лекин топилаң тезликтә бесиқтурулиду. Әхмәтхан ғожа билән Молла Шәвкәт ахун Хуйзуатамани Ягурниң қешиға қечип беривалиду. Буниңдин илһам алған Ягур Илиниң һакимийәт һоқуқини тартивелиш үчүн Үрүмчидики Давут хәлпә билән алақә бағлап униң қоллишиға еришиду. Һәмдә Әлахан султанниң мурәссә қилишини рәт қилип, уруш қозғайду. Нәтижидә Әлахан билән Ягурниң оттурисидки һоқуқ талишиш күриши уйғурлар билән хуйзулар оттурисидики милли қирғинчилиққа айлиниду. Урушта Ягур мәғлуп болиду, Молла Шәвкәт ахун билән, Әхмәтхан ғожа өлтүрүлиду.
Әлахан султан Ягур үстидин ғәлбә қилғандин кейин Чарросийә һөкүмтиниң тәһдитигә дуч келиду. Чарросийә һөкүмити дәсләп Текәскә таҗавуз қилип кириду. Или султанлиғи буниңға қаттиқ наразилиқ билдүриду. Чарросийә 1869-йили Чоң Мазарға әскәр киргүзиду. 1870-йили 6-айда Текәскә иккинчи қетим әскәр киргүзүп паракәндичилик салиду. Шу йили 9-айда Муздаванни бесивелип, Или султанлиғиға йолсиз тәләпләрни қойиду. Или султанлиғи бундақ йолсиз тәләпләрни рәт қилиду вә Муздаванға әскәр әвәтиду. Или султанлиғиниң бундақ қаттиқ позицийәси Чарросийиниң қара нийитини техиму ашкарлайду. Җүмлидин 1871-йили 2-айниң 22-күни вә 3-айниң14-күни икки қетим йиғин ечип, Илиға таҗавуз қилишни рәсми қарар қилиду һәмдә Калпаковскийни баш қоманданлиққа тәйинләйду, бу чағда Оттура Асияниң башқа җайлириға охшашла қазақ даласида Чарросийә һөкүмитигә қарши қозғилаң көтүрилип, Чарросийә қошунлири тәрипидин қаттиқ бастурулиду. Қазақ атамани Тазбек албан қәбилисини башлап Илиға келип панаһлиниду. Әлахан султан уларни Тоққуз тара тәвәсигә орунлаштуриду. Чарросийә даирилири Или султанлиғидин Тазбекни Чарросийигә қайтуруп беришни тәләп қилиду. Или султанлиғи тәләпни рәт қилиду. Шуниң билән Чарросийә һөкүмити Султан Әлаханға «Әгәр силәр Тазбекни тутуп беришни халимайдикәнсиләр, у һалда саңа вә сениң хәлқиңгә пайдисиз болиду. Биз силәргә аваричилик тепип берипла қалмай, чоқум силәрниң юртиңларниму ишғал қиливалимиз», дегән мәзмунда нота тапшуруп тәһдит салиду. Лекин Әлахан султан буниңға писәнт қилмайду. Шуниң билән Чарросийә һөкүмити Илиға қарита таҗавузчилиқ уруши қозғайду.
Уруш үч басқучқа бөлүниду.
Биринчи басқуч : 1871-йили 5-айниң 15-күни Чонҗини бесивалған Чарросийә қошунлири давамлиқ шәриққә илгирләп Текәскә һуҗум қилиду. Муздаванни бесип ятқан Чарросийә қошунлири Қириқ Асув сүйини бойлап Кәтмәнгә һужум қилиду. Или дәриясиниң шималида 5-айниң 18-күни Чарросийә әскәрлири өзлири бесивалған Буруғчир дегән йәрдин йолға чиқип, Қорғас дәрясиға қистап килиду. Шуниң билән Чарросийиниң таҗавузиға қарши җәнуп вә шималдин ибарәт икки шәкиллиниду. Шимали тәрәптә Чарросийә әскәрлири 5-айниң 19-күни Мазарни бесивалиду. 20-күни Или қошуни қайтурма һужумға өтүп дүшмәнни Қорғасқа чекиндүриду. 21-,22-күнлири дүшмәнни Ақкәнт (һазирқи Қазақистан чигарисида), кичә қоғлап бариду. Җәнуби сәптә 5-айниң 19-күни дүшмән қошуниға қаттиқ зәрбә берилип, 21-күни Қириқ Асув сүйигә чекиндүрүлиду. 26-күни Или армийиси қайтурма һуҗумға өтүп, дүшмәнгә қаттиқ зәрбә берип, урушниң дәсләпки ғәлбисини қолға кәлтүриду.
Иккинчи басқуч : Чарросийә қошунлири өз қошунлирини күчәйтиш билән бир вақитта Или султанлиғидики тәслимичиләрниң башлиғи Бешир бәгни сетивалиду. Бешир бәг Или армийисиниң мәхпийити вә башқа ички сияси әһвалларни Чарросийигә йәткүзүп бериду һәмдә ички җәһәттә бөлгүнчилик һәркәтлири билән шуғуллиниду. 1871-йили 6-айниң 16-күни Чарросийә қошунлири Чонжи билән Буруғҗирдин бирла вақитта Кәтмәнгә һуҗум қилиду. Уруш интайин кәскин болиду. Бу қетимқи урушқа Или султани Әлахан һәм Тазбекләрму бивастә қатнишиду, лекин Или әскәрлири мәғлуп буолуп, 6-айниң 19-күни Кәтмән қолдин кетиду.
Үчинчи басқуч : 1871-йили 6-айниң 28-күни Чарросийә қошунлири Ғулжа шәһиригә һуҗум қилиду. Бу чағда Илидики уйғур, қазақ, хуйзу, моңғул, хәнзу, шибә қатарлиқ милләтләрдин 4 миңдин артуқ адәм тәшкиллинип, Чарросийигә қарши сәп түзиду. Лекин қомандан Тәншиң өлүмдин қорқуп чекингәнликтин, Қорғасқичә болған йәрләр қолдин кетиду. 6-айниң 30-күни Чиңсихоза (Сүзүксу), қолдин кетиду. 7-айниң 1-күни Чарросийә қошунлири Сүйдүңгә һуҗум қилиду һәмдә тәслимичиләрни қутритип, хәлиқ арисиға бөлгүнчилик селип, уйғурлар билән хуйзулар оттурисида милли ирғинчилиқ пәйда қилиду.
Ички җәһәттә тәслимичилик, иттипақсизлиқ, қирғинчилиқ, ташқи җәһәттә күчлүк империяниң тажавузи астида Әлахан Султан тәслим булушқа мәжбур болиду. Чарросийә Илини қураллиқ бесивалиду. 1871-йили Чарросийә һөкүмити Әлахан Султанни аилиси билән Чарросийгә елип кетиду. Султан Убуләлахан үч йил Россия тәвәсидә турғандин кейин Россия һөкүмитиниң рухситини елип Ғулжа шәһиригә қайтип килиду вә 1874-йили вапат булиду. Униң җәсити Ғулжа шәһ ри ичидики «Терәк бүзрүквар» ға қуюлиду.
Чарросийә Илини бесивалғандин кейин Или дәрясини пасил қилип икки район тәсис қилиду. Һәмдә Ғулжа шәһирини шимали районниң мәркизи, Қайнуқни җәнуби районниң мәркизи қилип бәлгиләп, икки районда 14 болуш тәшкил қилиду. Бешир бәгни һаким қилип тәйинләйду. Һәрәмбағ вә Сайбойи мәһәллисидә һәрби казарма қуруп, рәсми мустәмликчилик һөкүмранлиғини тикләйду.
1877-йили Яқупбәг һакимийити йоқитилғандин кейин, Чиң сулалиси һөкүмити хәлиқниң бесими вә Зозуңтаң башчилиғидики һәрби гуруһниң чиң туруши билән, Илини қайтуруп елиш үчүн Чарросийә һөкүмити билән көп қетим сөһбәтлишиду. 1878-йили 12-айда Чиң һөкүмити Чиңхуни сөһбәт вәкили қилип Россиягә әвәткән болсиму нәтиҗә чиқиралмайду. 1880-йили йәнә Чиң һөкүмити Зиң Җини Чарросийигә сөһбәт вәкили қилип әвәтиду. Икки йил сөһбәтлишиш арқилиқ 1881-йили 2-айниң 24-күни «Җуңго Росийә Или шәртнамиси» имзалиниду. Бу тәңсиз шәртнамигә асасән Қорғас дәриясиниң жҗәнубидики районлар Чарросийигә бөлүп берилиду. Илини қайтуруп елиш бәдилигә 9 миллион рубли төләм төлиниду. Лекин, Чарросийә һөкүмити Чиң һөкүмитигә мәжбури таңған тәңсиз шәртнамида «Тәңритағниң асаси ғол омуртқиси чегара сизиқи қилиниду» дәп учуқ көрситилгән болсиму бәлгилимигә хлап һалда чегара сизиқниң җәнубидики гүңгүритлиқ тағни ишғал қиливалиду.
Шерип Хуштар © http://www.uyghur.co.uk/wiki/index.php
«Шинжаң йеқинқи заман тарихида өткән шәхсләр»дин қисқартип елинди.