Қаш вадисидики қәдимий йүрт — Супитай
Миркайил Нуралим
Қаш вадисидики қәдимий йүрт — Супитай Или вадиси өз бешидин сансизлиған боран — чапқунларни өткүзүп узун тарихи заманлардин гүллиниш, хараблишиш йәнә гүллиниш йәнә хараблишишидәк җәрйанларни өткүзди. Бу гүзәл земинға тарихтин буйан Һонлар, Саклар, Йавчилар, Түркләр, Уйсунлар, Моңғуллар вә исми тарихи хатириләргә илинмиған қанчә сийасий күч вә қәбилә, қовм бу вадиға өзлириниң мубарәк өчмәс излирини қалдуруп кәтти, Или районини үз ичигә алған Тәңри тиғиниң шимали вә җәнубидики кәң районларда узақ заманлардин тартип уйғурлар вә уйғур қәбилилири йашап кәлгән. Һаҗи Нурһаҗиниң «Қараханийларниң қисқичә тарихи» дегән китабида: «Уйғурларниң әҗдади туғлуқлардин тартип оғуз, уйғурларға қәдәр Тәңри тағилириниң җәнуб шимали билән Моңғул даласидин ибарәт икки җайға бөлүнүп йашиған», «Туғлуқлар йаки егиз қаңқилиқларниң милади 4- әсирдин бурунла Тәңри тағилири әтрапида маканлишип деһқанчилиқ билән шуғулланғанлиқини, шу районда аһалиләрниң уйғурлишип кетишидә чоң рол ойниған» дәп йазиду. Әҗдадлиримиз узлириниң җапалиқ әмгәклири арқилиқ бу гүзәл земинға «Алмилиқ шәһири», «Илибалиқ шәһири», (йәнә Аййуруқ — шәһири дәпму атилиду.), «Шута кона шәһири» униңдин башқа Текәс, Нилқа, Тоққузтара, Күнәс, Чапчал қатарлиқ наһийиләрдики кона шәһәрләрни бәрпа қилди. Бу җәңгиварлиқ әҗдадлиримизниң бизгә қалдуруп кәткән мәдәнийәт мираслиридур, шуңа Или вадиси өзигә хас қиммәткә игә қәдими мәдәнийити, узақ тарихи вә әл сөйәр хәлқиниң тилларда дастан болғудәк батуранә күрәшлири билән мәшһур болуп дунйа әллириниң көзлирини чақнитип кәлмәктә.
Суптай — Қаш вадисидики қәдимки йуртларниң бири. Униң тарихи Или тарихи билән зич бағлинишлиқ болуп Или тарихни тәтқиқ қилишта өзигә хас тарихи қиммәткә – игә. Или вадиси өз бешидин өткүзгән тарихи қисмәтләр бу йуртниң туприқиғиму аҗайип изларни селип өткән. Бәзи тарихи тәтқиқатчилар Суптай дегән намни Чиңгизханниң һәрбий қомандани Субутай батурниң намиға қуйулған, чүнки Чиңгизхан ғәрбигә йүрүш қилғанда, Субутай батур бу йәрдә турған һәм мушу йәргә дәпнә қилинған. Шуңа Суптай дәп атайду дәп қаримақта. Бирақ Суптай сөзниң қандақ мәнә беридиғанлиқи тоғрисида хилму — хил қарашлар бар. Мәсилән: «Йалғуз там», «Көп едирлиқ йәр», «Су аз сай» дегәнгә охшаш. Суптай сөзи моңғулчә «Субута» сөзидин өзгирип кәлгән болуп, «Қундузлуқ су» дегән мәнини бериду. Чүнки моңғулчә қундузни Субусур дәп атайду. Моңғулчә «Субу» сөзигә «та» қошумчиси уланғанда Субута болуп Қундузлуқ су мәнисини бериду.
Суптай – Нилқа наһийисиниң ғәрби чеграсиға, Ғулҗа наһийә Мазар йезисиниң шәрқигә, Абрал теғиниң шимали етикидики Қаш дәрнилқа буйиға җайлашқан. 315 — өлкә йоли кесип өтиду. Шәрқидә һәйвәтлик Көк чоққа теғи қәд көтүрүп туриду. Суптайниң җуғрапийилик әһвалидин елип ейтқанда, йәр түзүлүши көп едирлиқ килимати қурғақ болуп, су миқдари 0.3 метр көп. Деңиз йүзидин 1100 метр егиз, йерим деһқанчилиқ йерим чарвичилиқ билән шуғуллинидиған район. Аһалиси 8 миңидин артуқ болуп, уйғур, қазақ, хәнзу қатарлиқ милләтләр олтурақлашқан. Уйғурларниң нопуси бир қәдәр көп болуп асасий узунда туриду.
Оттура Асийада йашиғучи көчмән милләтләр бирниң кәйнидин бири Или районда йашап кәлди. Бу көчмән чарвичи милләтләрниң айақ излири Нилқа вә Суптай дийариғиму өчмәс изларни қалдурди. Йеқинқи йиллардин буйан археологларниң қидирип тәкшүрүш нәтиҗилиригә қариғанда, Нилқа районда Сакларниң йашиғанлиқи мәлум булмақта. Мәсилән: Қурбан Вәлиниң «Нилқа наһийисидин тепилған мис кан излири» дегән мақалисидә: «Кан теги вә йәр йүзидә сақлинип қалған көчмә топа қатламлиридики йағач көмүрни карбон 14 анализи анализ арқилиқ тәкшүргәндә бу мис канлириниң буниңдин 2500 йил бурунқи заманлардин қезилғанлиқи ениқланди. Бу пакитларға асасланғанда буниңдин 2500 йил илгири бурунла бу райондики хәлқләр бир қәдәр йуқири болған кан таллаш, қизиш, мәдән тавлаш техникисини игилигән» дәп йазиду. Демәк Нилқа районда йашиғучи Саклар бир тәрәптин хили дәриҗидә тәрәққий қилған мис канлирини ечип йәнә бир тәрәптин чарвичилиқини тәрәққий қилдурған уларниң санақсиз чарва маллири Нилқа вә Суптайниң кәң земинлирини, гүзәл йайлақлирини макан әткән. Бәзи бир тарихи материйалларға асасланғанда, миладидин 7 әсир илгири чағлардин милади 2 — әсиргичә дәвр сүрүп, Оттура Асийада Қара деңизғичә болған кәң территорийидә Сак империйисини қурған мәшһур хақан Алип Әр Туңа (Әфрасйа) өз заманисида Қашни мәркәз қилип турған вақитларда, Қаш бойи Суптай қатарлиқ районларни қизи қаз мәликиси үчүн сәйлә қилип ойнайдиған вә шикар қилидиған туралғуларни салдурған дейилиду. Буниңдин бу мәшһур ханниң айақ излириниң бу земинға чүшкәнликини муһим муһим туралғу қилғанлиқини билишкә болиду. Суптай йезидин тепилған бәзи мәдәний йадикарлиқлар вә қәдими қәбриләр бу нуқтидин испатлап бериду. Мәсилән:1988- йили 6- айда, Мутәллип Дина дегән кишиниң өйниң кейинини мәлум сәвәбләр түпәйлидин қазғанда, у йәрдин бир данә таш кәтмән, бир данә таш палта, бир данә таш пичақ чиққан, бу қәдимий йадикарлиқлар қурбан һейт мунасивити билән бу адәмниң өйгә киргән җамаәт көргән. Бу йадикарлиқларни, Суптай йезилиқ һөкүмити мунасивәтлик орунлар билән алақиләшкәндин кийин, Или музейдин адәмләр чиқип музейға қойуш үчүн елип кәткән һәм бу әсвабларни буниңдин нәччә миң йиллар илгирики адәмләрниң ишләткәнликини ейтқан.
1989-йили 5-айда, Абдимиҗит Нурахун дегән адәм там соқуш үчүн икки метр чоңқурлуқида йәрни колиғанда, йуған- йуған рәтлик тизилған ташларниң астидин бир җәсәт чиққан. Бу җәсәтниң үстидин қезилғанлиқтин қовурғилири парчилинип кәткән, баш қисми анчә зәхимләнмигән. Баш сөңәкниң икки четигә икки һиҗир чинә қуйулған болуп, уч булуң шәкиллик гүлләр чүшүрүлгән қулақ сөңикиниң ичидин бир дүгиләк мис һалқа һәм мис қазан қатарлиқ нәрсиләр чиққан. Кейин икки һеҗирни җәсәтләр билән көмүвәткән, мис һалқа билән мис қазанни сақлап қойған. Буниңға охшаш қәбриләрни Суптайниң һәр қандақ йеридин тапқили болиду. Мәсилән:»Бәш дөң»,»Чигилик җилға»,»Қанлиқ җилға» дегән йәрләрдә қәдимий қәбриләр болуп, бәзлири қезилип кәткән йәнә бәзилири һазирғичә сақланмақта. Тарихи тәтқиқатчилар бу қәдимий қәбриләрдики мәдәний йадикарлиқларни йасилиш алаһидиликигә вә түзүлүш алаһидиликигә қарап уларниң Сак вә Уйсунларға тәвә мәдәний мираслар екәнликини муәййәнләштүрмәктә.
2007-йили 7-айда, археологлар Суптай йезисиниң шәрқий җәнуб тәрипидин, Қарсу йезиси, Кичик қарсу кәнти билән чегрилинидиған (бурун бу йәр Суптай йезисиға қарайтти) Қаш дәрйасиниң шимали қирғиқидики бир қәдими қәбрини ачти. Бу қәбристанлиқта он қәбрә болуп җәнубтин шималға қатар коланған, һәр бир қәбридә бир җәсәт болуп қәбридин йәнә сапал қача, ишләпчиқириш қораллири, өзүңгә, оқйа овчи, қийин дәрихи қовзақлири билән йасалған садақ, қапқан қатарлиқлар қезивелинған. Бу қәбриләр тарихи тәтқиқатчилар Суң, Лйав, сулалиси дәвригә тәвә дәп пәрәз қилинмақта. «Или дәрйаси» журнилиң 2003- йиллиқ 6- санида, Исмаил Җелилниң «Илидики қәлә шәһәрләрниң бина болуши вә униңда сақлиниватқан қиммәтлик мәдәний йадикарлиқлар» дегән мақалисидә: «1975- йили археологлар Или дәрйаси саһили вә Моңғулкүрә, Текәс, Нилқа, Тоққузтара, Күнәс, Чапчал қатарлиқ наһийиләрни омумйүзлүк тәкшүрүш қилип, хели көп ойсун қәбриләрни қезип тарихи қиммити болған бир түркүм мәдәнийәт йадикарлиқларни тапти. Бәзи тепилған маддий буйумлар миладидин бурунқи дәвргә тәәллуқ икәнликини испатлиди, Ойсун дөлити мәзгилдә рәсмий шәһәр дәп аталған Моңғулкүрә, Текәс, Нилқа, Тоққузтара, Күнәс, Чапчал қатарлиқ наһийиләрму Илидики тарихи узун җайлар болуп һесаблиниду.» дәп йазиду. Демәк Суптайдики қәдимий қәбриләрдин тепилған мәдәнийәт йадикарлиқларниң алаһидилики билән Или вадисиниң башқа җайлиридин қезивелинған мәдәнийәт йадикарлиқларниң алаһидилики асасий җәһәттин охшайду. Шуңа бәзи тарихи тәтқиқатчиларниң «Суптай қәдимий шәһәр» дегән қарашлириниңму мәлум дәриҗидә асасиниң үстигә ейтилғанлиқини билишкә болиду. 13-әсиргә кәлгәндә Чиңгизхан (1155-1227) ғәрбигә йүрүш қилип, Қитанларни вә Найманларниң хани Тайанханнң балиси Күчлүкини бойсундуруп йоқитиду. Бәзи тарихи тәтқиқатчилар Чиңгизханниң һәрбий қомандани Субутай батурниң ғәрбкә йүрүш қилғанда, Суптатда турғанлиқини кийин ғәрбтин қайтиш сәпиридә Суптайда вапат болғанлиқини һәм мушу йәргә дәпнә қилинғанлиқи үчүн Субутай дәп аталғанлиқини ейтиду. Чағатайхан (1227-1242) Алмалиқни пайтәхт қилип, Оттура Асийаниң Тарим бойи, Или вадисидин Бухара, Сәмәрқәнт, Пәрғанә, Иранғичә башқурған вақитлардиму Суптайда нурғун Чағатай әвладлири вә көчмән чарвичи хәлқләр йашиған.
Ислам дининиң күчлүк тәрғибатчиси вә қоғдиғучи чағатай әвладидин чиққан Туғлуқ Төмүрхан тәрипидин қурулған Моңғулистан ханлиқиниң 5-падишаһи Султан Үвәйисхан Или вадисида Илибалиқ ханлиқини қурған. Әйни йиллардики һакимийитигә ғәрбтә Арал деңиздин шәрқтә Турпан ойманлиқиғичә кәң земин, Иссиқ көл әтрапи вә Тарим вадисиниң шимали йақлири қарайтти. Униң һакимийәт йүргүзгән вақтида Ойратларға көп қетим җаза йүрүш қилған Сәйдәхмәт Абабәкирниң «Султан Үвәйис мазири» дегән мақалисидә: «Үвәйисхан әтрапидики әлләрни, ислам диниға киргүзүш үчүн, Исәнташ (моңғул) билән уруш қилип үч қетим әсиргә чүшүп қалиду. Үвәйисхан Чиңгизхан нәврилиридин болғачқа, Исәнташ уни өлтүрүшкә җүрәт қилалмай уни қойуветиду. Төтинчи қетимда Исәнташ билән Үвәйисханниң сиңлиси Мәхтумханни өз никаһиға елип ислам диниға кириду» дәп йезип, Султан Үвәйисхан Илидин Нилқиға кетиветип Суптайдики «Қалмақ теми» дегән йәргә кәлгәндә аттин йиқилип чүшүп қаза қилғанлиқини йазиду. Әйни дәврдә Султан Үвәйисхан йат диндики моңғулларниң ислам диниға киргүзүш үчүн җәң қилған моңғуллар шәрққә қарап қечип, Нилқа Суптай қатарлиқ йәрләргә орунлишиду. Үвәйисханниң төт қетим Исәнташқа әсиргә чүшүп қалғиниға қариғанда, Нилқа вә Суптай қатарлиқ җайларда Ойрат моңғуллири билән нурғун қетим урушларни қилған. Суптай бу қанлиқ җәңләрниң тарихи шаһити болған. Бу һәқтә Суптай хәлқи «Қанлиқ җилға» дегән йәрдә қаттиқ қанлиқ җәңләрниң болғанлиқни мундақ мундақ ривайәт қилиду: «Қанлиқ җилғидин йерим мәзгилләрдә өткәндә, атларниң кишнәшлири, йаридарларниң иңрашлири вә уруш қоралларниң бир-биригә тегип чиққан авазлири аңлинип туриду» дейишиду. Бу гәрчә бир ривайәт болсиму, һәр қандақ мәлум бир чинлиқни асас қилиду. Һазир Суптайниң һәр вақит йәрлирини колиғанда, (қәбрә изнаси болмиған йәрләрни) йаки су колап кәткән йәрләрдин адәм сөңәклирини вә урушта ишләткән қоралларни учратқили болиду. Мәмтимин Һушурниң (Чиң ордисиниң хатирилиридин «Қаш» қа нәзәр) дегән мақалисидә: «Үвәйисхан Илида вапат болғандин кейин, Туғлуқ Төмүрхан әвладлири оттурисидики күрәш 15-әсирниң оттурилириғичә давамлашти. 16-әсиргә кәлгәндә, Или вадиси Үвәйисханиң әвладлиридин болған Мәнсур, Хелил вә Сәидләр оттурисида һакимийәт талишиш маҗиралири ичидә қалди. Бу баш айиғи йоқ қанлиқ низаларни игиликни қаттиқ вәйранчилиққа учуртуп, бу йәрдики аһалиләрни өз йуртидин тәздүрүвәтти. Ахири Сәидә Илидин қечип Йәркәнгә берип бүйүк ханлиқ тиклиди. Шуниңдин башлап уйғурлар һакимийитиниң мәркизи Тәңри теғиниң җәнубиға көчти. Нәтиҗидә Или вадиси чөллишип, көчмән қәбилиләрниң мал бақидиған йайлақлириға айлинип кәтти. Бу һал җуңғарларниң Или вадисиға қарап кеңийишигә имканийәт йаритип бәрди» буниңдин шуни көрүвелишқа болдики, бу мәзгилдә Суптайда анчә — мунчә көчмән чарвичи қәбилиләрдин башқа адәм қалмиған.
Йунусҗан Илиниң «Җуңғар ханлиқиниң Тәңри теғиниң шималдики уйғурларға қаратқан һөкүмранлиқи қошумчә таранчи намә һәққидә ( Или дәрйаси журнили 2002- йили 1- сан) «1727- йили Сван Раптан өлүп орниға оғли Ғалдан Сирин тәхткә чиққанда, уму атисиниң сийаситини йолға қуйғанлиқтин териқчилиқ қилидиған уйғур йанчиларға қаратқан һөкүмранлиқини техиму күчәйтти. Униң әң муһим гәвдилик ипадиси шуки, бу мәзгилдә йеза кәнтләр барлиққа келишкә башлиди .1731- йили Җуңғар ханлиққа әлчиликкә кәлгән русийилик Огомув(Ким екәнлигини тапалмидим, фамилисини хата йазған болуши мүмкин, Амрақ) Или дәрйаси вадисида су иншаати қурулушларниң қурулғанлиқи, бурбусун еқинида бухаралиқларниң(булар уйғурлар болуп огомов уларниң бухаралиқларға охшап кетидиған чирай шәклигә қарап хата һалда «Бухаралиқлар» дәп атиған) териқчилиқ қилидиған йәрләрниң барлиқини, уларниң у йәрдә тахта лайдин йасалған өйлириниң барлиқни, қаримаққа буниң кәнт болуп қурулғанлиқни тилға алиду» Бурбусун Суптай йезисиниң бир кәнти 1964- йилдин бурун Суптай, Мазар, қатарлиқлар бир болуп, Нилқа наһийисигә қарайтти. Җуңғарлар дәвридә җәнуби Шинҗаңдики Учтурпан, Ақсу, Йәкән қатарлиқ җайлардин нурғун уйғурларни елип чиқип териқчилиқ қилишқа салған еди. Аблимит Муһәммәдниң «Или йеқинқи заман көчмәнлири һәққидә» дегән мақалисидә: 1755- йилниң бешида Чиң һөкүмити Илиға әскәр киргүзгәндә, Или тәвәсидә 4400 түтүн, 16 миң җан әтрапида уйғур қалғанлиқини, қалғанлириниң бир қисминиң урушта өлүп йәнә бир қисминиң җәнуби Шинҗаңға кәткәнликини байан қилиду.
Демәк җуңғарлар дәвридә Борбусун ғоли билән Суптай ғолиға бир қисми уйғурларни орунлаштуруп териқчилиқ қилдурған. Бу мәзгилдә Суптайдики әң чоң ирқ «Бәш дөң ериқи» ни елишқа башлиған. Бу ериққа Суптайниң пүтүн сүйини башлап, шәрқ тәрипидики Қарсу йезисиниң бир қисим йәрлирини, ғәрб тәрипидә Мазар йезисиниң бир қисим йәрлирини суғарғили болиду. Омумий узунлуқи 14-15 километр келиду. Кәңлики 2метр, егизлики 1.5 метр келиду. Пүтүнләй едир йақлап елинған. Бу ериқниң лайиһилиниши 1985- йили Суптайда, пүркүп суғуруш қурулушини йолға қойуш үчүн кәлгән су мутәхәссисләрни һәйран қалдурған. Чүнки ирқ интайин илмий пиланланған болуп, икки чоң едирлиқ туташқан бәлдин өткән, бәлниң егизлики су ақидиған сайдин 300 метрдәк егиз, гәрчә су йуқириға қарап ақсиму бирәр йеридә көпүп қалмайду. Бу ирқ шу вақиттики Суптай хәлқиниң әқил — парасити вә җапалиқ әмгәклириниң мәһсули. Мәмтимин Һушурниң «Чиң ордисиниң хатирилиридин Қашқа нәзәр» дегән мақалисидә Суптай районни Чиң ордиси хатирилиридә бир қанчә орунда тилға алиду. Мәсилән:‹Амурсина билән Чиң қошунлири оттурисидики тиркишиш икки йилғичә давамлишип, Или хәлқигә йәнә нурғун вәйранчилиқларни илип кәлди «Чиң ордиси хатирилири» ниң 1757-йили 6-айниң 7-айғичә йезилған бир қанчә орунлирида, Амурсинаниң қалдуқ күчлириниң Текәс, Күнәс, Уланқул (Нилқиниң ғәрби) Қаш қатарлиқ орунларда һәрикәтлинип йүргәнлики хатириләнгән,»… Буниңдин кейин баһар – күз айлирида, Уланқутул теғида, 24-йили Муз даван, Гдиңшән теғи, Или дәрйаси қатарлиқ орунларда, 28-йили Абрал теғи, Тәлкә теғи, Қаш дәрйаси… қатарлиқ орунларда тавап мурасими өткүзүш бекитилсун» дәп йезилған. йуқириқи тилға елинған Уланқул райони һазирқи Суптай райони болуп, Уланқутул теғи Суптайниң шәрқи шималдики Көк чоққа дәп атилип келиватқан Суптай теғидур. Демәк Суптай райони вә Суптай теғи Чиң ордиси хатирилиридә алаһидә муқәддәс орунлар қатарда тилға елинған һәм Амурсина қалдуқ күчлириниң бу районда һәрикәт қиливатқанлиқи байан қилинған.
Тийипҗан Һадиниң «Илидики Гуң бәглири вә уларниң әвладлири» дегән мақалисидә:»Имин Ваңниң үчинчи оғли Оранзипни Чиң сулалиси 1766-йили 9-айда Илиниң һаким бәгликигә тәйинләнгәндин кийин, Оранзип Гуң җәнубтин 2000 өйлүк уйғурни көчүрүп чиқип, 600 аилини Арабозға 1400 аилини Нилқа һәм Тоққузтараға орунлаштурған, Нилқиға бөлүнгәнләр: Суптай, Чунчи, Уластай қатарлиқ җайларға орунлишип исми аталған йуртларни қуруп чиқти» дәп йазиду. Демәк Нилқиға бөлүнгән 400 аилидин Бақи Һеким башчилиқидики 100 аилини Суптайға, 100 аилини Уластайға, 100 аилини Чунчиға, 100 аилини наһийә базири ичидики Дөрбилҗин мәһәллисигә орунлаштурған. Суптайға орунлашқан уйғурлар дәсләптә, Чоң Суптай билән Кичик Суптайниң сүйи еқип келип қошулидиған икки сайниң еғизни «Икки ача» дәп атилидиған йәргә гәмә колап олтурған. 1791- йили Турпанлиқ Нурмәш дегән адәм Мазар Тардин һазирқи Кичик Суптайға йөткилип келип җилға беқип олтурақлашқан шуниң билән у адәмниң әвладлирини һазирғичә «Йилқичи» дәп атайду. Суптайға иккинчи қетим уйғурлар көчүп келиштин бурун, Суптайниң һазирқи орнида кона җайларниң орунлири вә әски тамлар болуп, қалған йәрлири җаңгаллиқ еди. Исмаил Җелилниң «Илидики қәлә шәһәрләрниң бина болуши вә униңдики сақлиниватқан қиммәтлик мәдәний йадикарлиқлар» дегән мақалисидә мундақ байанлар бар: 1770-йили Нилқида «Чинуқ» қәләси қурулғанда бу йәрдә 300 өйлүк уйғур болуп Қаш уйғур шәһири дәп аталған. Нилқа Йүән (1279-1368), Миң (1368-1644) сулалиси дәврдә «Ара қаш» дәп атилип кәлгән. Демәк Нилқа, Чунча, Уластай, Суптайдики уйғурлар қәлә қуруш ишлириға қатнишиш билән боз йәр ечип териқчилиқ билән шуғуллиниду. 1804- йили Чиң ордиси Ойратларниң ташландуқ йәрлирини ечип кеңәйтиш ишлирини илип барғанда бир түркүм уйғурларни Улан Көтәл, Нилқа, Суптай, Уластай, Чунчи қатарлиқ йәрләргә орунлаштуруп боз йәр өзләштүрүш ишлирини елип бариду. Уйғурларниң сани зор дәриҗидә көпийип Нилқа наһийисиниң асаслиқ нопусиға айлиниду.
1864 йили Или деһқанлар қозғилиңи, 1871- йили Чар Русийә тәрипидин мәғлуп болиду, 1882 йили, Или рәсмий Чиң һөкмитигә қайтуруп бәргән болсиму, 11 йил бесип йетип сақлап йетиш бәдилигә, Илиниң нурғун йәрлирини игиливалиду. Чар Русийиниң тәһдит селиши, қутритиши вә башқа түрлүк сәвәбләр түпәйлидин Илидики көп қисим уйғурлар Русийиниң Йәттә су районға көчиду. Бу мәзгилдә Суптайдики уйғурлардин сәккиз аилә қелип (улар: Тохтахун Мәзин, Имам Бақи, Һадил, Улғази, Авакри Шаңйо Кичиң Зайит, Талипчал) қалғанлири Русийиниң Йәттә су районға көчүп кетиду. У йәрдиму Суптайдин барғанлар топлишип олтурақлишип Суптай йуртини бәрпа қилиду. Кейин йәнә түрлүк сәвәбләр түпәйлидин қечип өз йуртиға қайтип келиду… Шуниңдин башлап уйғур қазақ хәлқи иттипақлишип биргә йашап кәлмәктә. Бәзи ейтишларға қариғанда, Бортала области Җиң наһийисиниң Дахийәнзи базирини бәрпа қилғучиларниң Суптайдин көчүп барған уйғурлар екәнлики һәққидә хәлқ ичидә бәзи мәлуматларму бар. 2003 – йили әтрапида, Җиң наһийиси Дахийәнзи базарлиқ 1- оттура мәктәпниң пенсийигә чиққан оқутқучиси Имин Чуң дегән адәм Суптайға келип, өзиниң Дахийәнзи базириниң тарихини йезиватқанлиқни ейтип, Суптайдики бир қисим йурт чоңлири, зийалийлар вә тарихчилар билән сүпәтләшкән. Дахйәнзи базирини дәсләптә қурғучилириниң Суптайдин көчүп барған уйғурлар екәнликини ейтип, бир қисим Дахйәнзә базирини бәрпа қилғучи адәмләрниң йилтизни ениқлап кәлгән мәсилән: Худудивәй дегән адәмниң һәдиси Мәлкәхан иниси Мәтҗан дегән адәмләрниң Суптайда қелип вапат болғанлиқи Худидивәй дегән адәмниң Дахйәнзи базирини қурғучи адәмләрниң бири екәнликни ейтип бериду һәм уларниң әвладлирини Суптайдики адәмләрдин ениқлайду. Бу һәқтә қолимизда ишәнчлик материйал болмисиму, мәлум асасий бар. Чүнки Җиң наһийисиниң тарихтин буйан Ачал йоли арқилиқ Илиға түз тутушидиған асаслиқ орун болуп кәлгән. Суптай болса Җиң наһийә Дахйәнзи базириға әң йеқин җай, бу йәрдики уйғурларниң түрлүк сәвәб түпәйлидин Дахйәнзигә олтурақлишип, бекәт қуруп, бу базарни қурғучи асаслиқ адәмләрдин болуп қелиш еһтимали бар. Тарих өз қәһриманлири билән намайәндә болуп җулалинип туриду. 1933-йили «Април өзгириши» дин кийин Илиниң вәзийити җиддийлишиду. Маҗуңйиниң қошунлири Ғулҗиға келип талан – тараҗ қилиду. Җаң Пеййуән қошун башлап Шиңшисәйгә қарши атланмақчи болиду, Шиңшиисәйниң илтимаси билән Совет қизил армийиси чигирдин кириду. Җаң Пеййуән қорқуп Нилқа тәрәпкә қечип Мазарниң Палтивай мәһәллисигә келиду. Әтиси Суптайниң ғәрбидики Сирт йол дегән йеригә кәлгәндә, деһқанларниң етиздин чана билән саман тошиған излирини көрүп, алдимиздин Совет қизил армийиси тосуп зәрбә бериш үчүн танка билән өтүп кетипту дәп Палтивай мәһәллисигә қайтип, ахшими алди билән қара вә көк арғимақлирини етиветип, андин өзини етивалиду. Қомандансиз қалған черикләр Суптайға кирип қониду. Әксийәтчи һөкмәтниң қаттиқ зулумға учриған Суптай хәлқи, уларни өлтүрүп қоралларни тартивалмақчи болиду, буни сезип қалған черикләр қоралларни бәтләп кечичә ухлимайду. Әтиси Нилқа тәрәпкә қачиду, Мәнсур бай башчилиқидики Суптай хәлқи уларни қоғлап,(Мәнсур бай дегән адәмдә бир тал қорал бар) Суптайниң шәрқидики Чурлимә дегән йәрдә черикләрдин бирни етип өлтүриду. Қайтидин қоманданлиққа еришкән черикләр нурғун әскәрни башлап келип өч алмақчи болиду, хәлиқ Мәнсур байни қачуруветиду. Бирақ униң иниси Абдул билән Йунус дегән адәмни тутуп Тоққузтараға елип кетиду. Кейин Суптай хәлқи пул билән уларни қутқузувалиду, уларниң қутулушидики йәнә бир сәвәб Шиң Шисәй билән Совет иттипақниң йахшиланғанлиқтин болған. 1944 — йили Нилқидин қозғалған үч вилайәт инқилабини Суптай хәлқи қизғин қоллап, раваҗлиниши вә ғәлибә қилишиға күч чиқирип, аҗайип батурлуқ җасаритини намайан қилип, партизанларниң Қарсу вә Мазарларни елишиға база болуп йардәм бәргән. Бу мәзгилдә Мәһмуд әпәнди, Ақмулла қатарлиқ кишиләр хәлиқни инқилабқа атландуруш үчүн тәшвиқатларни ишләп, Мәһмуд әпәнди Ғулҗидики тәшкилат билән алақә орнатқан. Гоминдаң қошуни Суптайға бесип кәлгәндә Мәһмуд әпәнди ашкарилинип қелип, Гоминдаң әксийәтчилири униң анисини тутувелип, оғлини, балисини тепип беришкә қистайду һәм кочиларда сазайи қилиду. Анисиниң азаблинишқа вә харлинишқа чидимиған бу қәйсәр от йүрәк абрал бүркүти йошурунған йеридин етилип чиқиду. Шуниң билән дүшмән қолиға чүшүп кетиду. Һәрәм бағ азад болғанда, Суптай хәлқи униң җәситини тапиду. Әксийәтчиләр уни йағ чичиш, тамға михлаш усуллири билән вәһшийанә өлтүрүп қудуққа ташливәткәниди, бу әрк сөйәр мәрипәтпәрвәр оғланниң өлмәс батуранә роһи хәлиқ қәлбидин мәңгү орун алғуси.
Суптайда пәнни маарипниң йолға қуйулуши 1910- йилдин башланған. Ғулҗа тәрәптин чиққан Ноғай Дамулла дегән киши (әсли исми Кәшпул Әсрар) Суптайға чиқип, шәхсниң өйдә бир синип ечип балиларға һесаб, ана тил, җуғрапийә, тарих, тәнтәрбийә қатарлиқ пәнни вә диний дәрсләрни бирликтә өткән. 1911- йилға барғанда җамаәтниң күч чиқириши билән икки еғизлиқ синип ечип, парта, орундуқларни толуқлап, һәр йили йеңи оқуғучиларни қобул қилип, 1920- йилиғичә 200 оқуғучини тәрбийилигән. 1920-йили йурт ичидики бир қисим мутәәссип күчләрниң питнә иғва тарқитиши билән тәнтәрбийә дәрсидә оқуғучиларни далаға ачиқип, бәдән чениқтурушқа «Балилиримизни һәрбийликкә елип кетидиған болиди» дегән гәп тарқилип, Нуғай Дамоллини дәрс бериштин тохтатқан. Буниң билән Нуғай Дамоллам 1920- йили Суптай йеза Борбусун кәнтидики Мәҗән һаҗиниң тәклипи билән Борбусунға берип оқуғучиларға дәрс өткән. Бу йәргә Қарсу, Тағ Суптай, қатарлиқ җайлардин оқуғучилар келип оқуған кейин мәлум сәвәбләр түпәйлидин Борбусун кәнтидин Чапчал Җағистайға кетип қалған, Нуғай Дамоллам кетип қалғандин кейин, униң қулида тунҗи қетим оқуған Қийас Хәлпәт дегән киши мәктәп мудири болуп, Бишир мулла, Осман хәлпәт қатарлиқ кишиләр оқуғучиларға пәнний вә диний дәрсләрни берип, 1932-йилиғичә оқутушни давамлаштурған. 1933- йили Суптайда Савут шаңйо, Мостапа Уста, Мәсут Әликбиши, Обол, Мәнсур, Һаҗи бала қатарлиқлардин тәшкилләнгән ата-ана комитети қурулуп, бу комитетиниң рәһбәрликидә бу мәктәптә 1-йиллиқтин 4-йиллиққичә синип ечилип рәсмий башланғуч мәктәп қурулған.1934- йили арқа – арқидин Суптай йезисиниң Тағ Суптай, Борбусун қатарлиқ җайлирида мәктәпләр қурулди. 1932-йилдин 1938-йилғичә Мәхмут әпәнди бу мәктәпкә мудир болуп Мәхмут әпәнди, Һаҗи бала, Йүсүпахун, Һаҗи әпәнди, Сидиқ әпәнди қатарлиқлар бәш нәпәр оқутқучи дәрс берип 270 гә йеқин оқуғучини тәрбийиләп чиққан. Бу мәзгилдики оқутқучиларниң иш һеқиқни, мәктәпниң түрлүк чиқимлирини ата – анилар комитети хәлқтин өшрә – закат йиғиш арқилиқ һәл қилған.
1941- йилғичә Турсун Һашим мәктәп мудири болған. 1910-йили 1938- Нуғай Дамоллам салған икки еғизлиқ синип, алтә еғизлиқ синип қилип өзгәртилгән. Бу мәктәпкә 1941-йилдин 1974-йилғичә Ғулам әпәнди мәктәп мудири болған. Ибраһим әпәнди, Турған әпәнди, Баһар ханим қатарлиқ оқутқучилар дәрс берип 170 оқуғучини тәрбийиләп чиққан. 1944-йилдин 1947-йилғичә Үч Вилайәт Инқилаби мәзгилдә Қийас Хәлпәт мәктәп мудири болуп пәнний дәрсләр өтүлмәй пәқәт диний дәрсләр өтүлгән. 1947-йилға кәлгәндә 1-йиллиқидин 3-йиллиққичә синип ечип, 90нәпәр оқуғучини йиғип дәрс башлиған. Бу мәзгилдә оқутқучиларниң иш һәққини вә мәктәп хираҗәтлирини һөкүмәт үстигә алған. 1955-йилдин башлап бу мәктәп бәш йиллиқ түзүмдики башланғуч мәктәп қилинған синип сани бәшкә йәткән. 1959-йилдин 1961-йилғичә Суптайда толуқсиз оттура мәктәп қурулуп Уластай, Қарсу, Суптай, Мазар қатарлиқ җайлардин болуп җәмий 270 нәпәр оқуғучи толуқсизда оқуған. 1961- йилдин 1974-йилғичә Османҗан Рози мәктәп мудири болған. Синип сани 20гә йәткән. 1975-йили толуқ оттура мәктәп қурулған. 1975-1982-йилғичә толуқ оттура мәктәпниң мәктәп мудирлиқни Османҗан Рози үстигә алған башланғуч мәктәп қисмиға Мәһәммәт Һитахун мудир болған. 1982-йили толуқ оттура мәктәп қисқартилған. 1982-1985-йилиғичә йолуқисиз мәктәпкә Османҗан мәктәп мудири болуп оқуғучиси 187 нәпәргә, ишчи –хизмәтчиси 23гә йәткән 1985-1988-йилғичә толуқсиз мәктәп қисмиға Шәмшибан Зикруллам мәктәп мудири болған. Башланғуч мәктәп қисмиға 1982-1988-йилғичә Абдушүкүр мәктәп мудири болған 14 синип, 420 нәпәр оқуғучиси, 25нәпәр ишчи –хизмәтчи ишлигән. 1988-йили толуқсиз билән башланғуч бирләштүрүп 9 йиллиқ түзүмдики мәктәпкә өзгәртилгән. 1988-1992-йилғичә Шәмшибан Зикруллам мәктәп мудири болуп, 47нәпәр ишчи–хизмәтчи, 24синип оқуғучиси 650гә йәткән. 1993-йилдин башлап Бари Мәхпир мәктәп мудири болуп кәлмәктә. Демәк 1910-йили Нуғай Дамоллам қурған бир еғизлиқ синиптин кеңийип 34 синип 825 нәпәр оқуғучиси, 89нәпәр ишчи – хизмәтчиси болған уйғур, қазақ, хәнзу қатарлиқ милләтләрниң балилири оқуйдиған қармиқида башланғуч, толуқсиз, толуқ оттура синиплири болған йатақлашқан мәркизи мәктәпкә айланди, 2005- йили дөләтниң йардими билән бир миллион икки йүз әллик миң мәбләғ селип 1641 квадрат метрлиқ үч қәвәтлик бена селинип, йирақ мусапилик оқутуш әслиһәлири сәплинип заманға лайиқ заманиви мәктәпкә айланди.
Демәк Суптайниң бүгүнки туприқида сансизлиған батурлар садалири йаңриди, улар мингән тулпарларниң туйақ излири қалди. Суптай Илиниң тарихи тәрәққийатиға өчмәс төһпиләрни қошуп кәлди. Шуңа Суптайму илиниң қәдимий йезилириниң бири қатарда или тарихида орун алғуси. Ахирда шуни ейтип қойушқа болдики, Суптай тарихи техи ечилмиған боз йәргә охшайду. Суптай һәққидики бу қарашлар деңиздин тамчә үзлүксиз издәшкә тоғра келиду.
Нилқа наһийәлик Супитай йезилиқ маарип ишханиси
Мәнбә : Кәң сай муназирә мунбири