Среда, 4 декабря, 2024
Уйғурлар

Қазақстан Хәлиқ Қәһримани Мөрдун Теипов

Тейипов Мөрдүн

   Қазақстан Җумһурийитиниң Хәлиқ Қәһримани Тейипов Мөрдүн 1918-жили Алмута вилайити, Уйғур наһийәси, Чоң Ачиноқа йезисидики кәмбәғәл дехан аилисидә дунияға кәлгән. Дадиси Худайбәрдиев Тейиптин 12 йешида житим қелип, аниси Хурсиманиң тәрбийәсидә болиду. Чоң ачиноқа йезисидики башланғуч мәктәпкә 1930-жили қобул қилинип, 1934-жили пүтүрүп чиққандин кейин, шу жили Чоң Ақсу оттура мәктивигә қобул қилинип, шу мәктәпни 1940-жили пүтириду.

 

1940-жилниң июль ейидин 1941-жилниң май ейиғичә йезида һәр түрлүк ишлар билән шуғулланди. Кеңәш Армияси қатариға 1941-жили 14-июльда чақирилип, Алмутида түзүлгән Қәһриман 316-гвардиялиқ Панфиловчилар дивизиясиниң қатарида урушуп, Дубосеково разъезида Москвани қорғаш вақтида биринчи һәрбий синақтин өтти. Белоруссияни, Прибалтика республикилирини, Шәрқий Пруссияни, Польшани, Чехословакияни һәмдә Венгрияни азат етиштә қатнашти. Улуқ Вәтән урушиниң қийин-қистақ жиллирини бешидин өткүзүп, мәйданда жүргән вақтида қәдирдан аниси Худайбәрдиева Хурсума Зайир қизи 1944-жили вапат болиду.

1945-жилиниң июлида Забайкалье мәйданиға әвәтилип, униң сепидә империалист Японияни гумран етишқа қатнашти. Соқуш жиллири М.Т.Тейипов төрт қетим ярилинип, жараһитиниң сақийишиға йәнә сәпкә туруп, дүшмәнгә қарши атлинип турди. Кеңәш Армиясидин қайтқандин кейин М.Т.Тейипов Уйғур наһийәсиниң «Октябрь»  колхозида партком хәтчиси болуп хизмәт қилди. 1952 жилдин башлап, та пенсиягә чиққичә, М.Т.Тейипов Кичик Ачиноқа йезисидики оттура мәктәптә муәллим болуп хизмәт қилди. У бир нәччә қетим йезилиқ вә наһийәлик Кеңәшләргә депутат болуп сайланди.

Мөрдүн Тейип оғли Тейиповниң җәңләрдики әрлиги үчүн I- вә II- дәрижилик Вәтән уруши, «Қизил Юлтуз», II-вә III- дәрижилик «Шөһрәт» орденлири вә көплигән медаллар билән мукапатланған.

1995-жили Улуқ Ғалибийәтниң 50 жиллиқ һарписида М.Т.Тейиповқа Вәтән алдидики әрлиги үчүн Қазақстан Республикиси Президентиниң Пәрмани билән Қазақстан Республикисиниң Хәлиқ Қәһримани дегән пәхирлик атақ берилди. Қазақстан Республикисиниң Хәлиқ Қәһримани Мөрдүн Тейип оғли Тейипов 80 гә киргәндә йәни 1998-жили 1-февральда узаққа созулған ағриқтин кейин вапат болди.