Суббота, 21 декабря, 2024
Уйғурлар

Қазақстан уйғуршунаслиғи

Қазақстан уйғуршунаслиғи: шәкиллиниш вә риваҗлиниш басқучлири

Қазақстан уйғуршунаслиғиниң тәрәққиятиға өзлириниң мунасип төһписини қошқан көрнәклик алимларниң хатирисигә беғишланған мәзкүр мақалә 1990-жилларниң оттурилириғичә болған риваҗлиниш дәврини өз ичигә алиду. Қазақстан уйғуршунаслиғиниң тарихиға беғишланған докладларни тәйярлашта биз Қазақстан илим-пәниниң қурулуш вә риваҗлиниш тарихи тоғрилиқ мәлуматларниң интайин аз екәнлигини байқидуқ. Шу мунасивәт билән Уйғуршунаслиқ мәркизиниң хадимлири Қазақстан уйғуршунаслиғи вә уйғуршунасларниң илмий паалийити һәққидә мәлуматлардин тәркип тапқан «Мәлуматлар Базисини» топлашни қарар қилди

Биз тәпсилий соалнамә ишләп чиқип, уйғуршунаслиқ пәниниң ветеранлириға мураҗиәт қилдуқ. Бизгә  болупму Маһинур Әлиева чоң ярдәм көрсәтти. У уйғуршунаслиқниң һәрхил саһалирини сақланған һөҗҗәтлирини, дәсләпки уйғуршунасларниң тәрҗимиһаллирини өз ичигә алған шәхсий архивини тәпсилий үгәнди вә бизгә интайин баһалиқ материал бәрди. Бу техи йеңидин топлашқа башлиған материаллиримизға муһим түзитишләрни киргүзүшкә мүмкинчилик туғдурди

Қазақстанниң биринчи уйғуршунаслириниң биографиялик мәлуматлири асасида Қазақстандики уйғуршунаслиқниң ениқ қурулуш вақтини ениқлаш мүмкин болди.  Йеңи мәлуматларға асаслансақ, Уйғур-туңган мәдәнийити сектори, ахирқи жилларда ейтилип келиватқан, 1949-жили әмәс, бәлки 1946-жили ечилған. 1946-жили Секторниң башлиғи болуп Айшәм Шәмиева бәлгүләнгән еди. 1947-жилниң август ейида аилә сәвәплири билән А.Шәмиева узун муддәтлик дәм елишқа кетип, Қазақ ССР Пәнләр академияси Тарих, археология вә этнография институтиниң Уйғур-туңган мәдәнийити секториниң башлиғи лавазимиға шу вақитта Өзбәк ССР Пәнләр академиясидә ишләватқан Әршидин Һидайәтов тәклип қилинди. Ә.Һидайәтовниң һәқиқәтәнму Қазақ ССР Пәнләр академияси Тарих, археология вә этнография институтида ишләшкә киришкәнлиги һәққидә 1948-жили декабрьда мәзкүр институт мудириниң орунбасари Б.Бекмаханов тәрипидин берилгән иҗабий характеристикиму гувалиқ қилиду

1949-жилниң ахирилирида Қазақ ССР Пәнләр академияси Президиуминиң қарариға бенаән, Уйғур-туңган мәдәнийити сектори беваситә әйнә шу Президиум йенидики мустәқил Уйғур-туңган мәдәнийити секториға айланди. Униң рәһбири болуп дәсләптә Айшәм Шәмиева тайинланди. 1949-жили Москвада уйғурларниң тарихи бойичә намзатлиқ диссертация қорғиған Әршидин Һидайәтов Секторниң тарихчилар топини башқурди. Секторға 1950-жили 20-ноябрьдин башлап 1955-жили 6-январьғичә Малик Кәбиров, 1955-жилдин 1957-жилғичә Йүсүп Цунвазо рәһбәрлик қилди. 1958-жили Уйғур-туңган мәдәнийити сектори мавзулуқ йөнилишлириниң кәңийиш мунасивити билән Қазақ ССР Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ сектори болуп қайта тәшкиллинип, униңға Церен Номинханов рәһбәрлик қилған еди

Уйғуршунаслиқ мәһкимилириниң қурулмиси пат-патла өзгирип турди. 1959-жили мәзкүр Сектор тарқитилип, Тилшунаслиқ, Әдәбият вә Тарих институтлириға бөлүп берилди. Амма 1963-жили уйғуршунаслар Қазақ ССР Пәнләр академияси Тилшунаслиқ институтиниң Уйғуршунаслиқ бөлүмигә қайта бириктүрүлди. 1963 – 1967-жиллири арилиғида Уйғуршунаслиқ бөлүмини Абдувәли Қайдаров, 1967 – 1974-жиллири Мурат Һәмраев, 1974 –1986-жиллири Ғоҗәхмәт Сәдвақасов башқурди. Уйғуршунаслиқ бөлүми шу вақитларда йетәрлик штатларға егә болуп, униң тәркивидә жигирмә мутәхәссис, тәтқиқат йөнилишлиригә қарап үч бөлүм, илмий катип, лаборантлар, аспирантлар вә өзиниң илмий кеңиши бар еди. Бөлүм рәһбәрлиги мәлум дәриҗидә мустәқил иш елип бериш, шу җүмлидин илмий кадрларни қобул қилиш вә тәйярлаш  мүмкинчиликлиригә егә болған еди. Бу бөлүмниң паалийити уйғуршунаслиқ тәтқиқатлириниң әнъәнивий йөнилишлириниң тәрәққиятиға, болупму уйғур тили, әдәбияти, тарихи, этнография вә мәдәнийәтшунаслиқ саһалириға тәсир қилди

1979-жилниң май ейида  уйғуршунаслиқ илмий конференциясиниң өткүзүлүши Қазақстан уйғуршунаслиғи үчүн чоң вақиә болди. Мәзкүр конференцияниң ишиға уйғуршунаслиқ мәсилилирини һәл қилиш билән шуғуллиниватқан Кеңәш Иттипақиниң мәшһур түркшунаслири, тарихчилири, мәдәнийәтшунаслири қатнашти. Н.Басқақов, Ә.Нәҗип, Д.Насилов, Д.Тихонов, С.Кляшторный, Т.Рәхимов, А.Решетов, Л.Потапов, М.Кәбиров әйнә шулар җүмлисидиндур

Қазақ ССР Пәнләр академиясиниң Уйғуршунаслиқ институти қурулғанға қәдәр уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири Кеңәш Иттипақи уйғурлириниң тили, әдәбияти, тарихи вә мәдәнийити мәсилилири даириси билән чәкләнгән еди. Әһвал 1986-жили Уйғуршунаслиқ бөлүми асасида Уйғуршунаслиқ институти қурулғанда өзгәрди. Униң мудири болуп шу вақиттики Қазақ ССР Пәнләр академиясиниң мухбир-әзаси, филология пәнлириниң доктори Ғоҗәхмәт Сәдвақасов тайинланди. 1992-жили көрнәклик алимниң бевақит аләмдин кетиши Уйғуршунаслиқ институти вә пүтүнләй уйғуршунаслиқ пәни үчүн чоң вә орни толмас җудалиқ болди

Уйғуршунаслиқ институти тәркивидә сәккиз бөлүм, йәни Қазақстан уйғуршунаслиғиниң әнъәнивий тилшунаслиқ, әдәбият вә сәнъәт, тарих вә этнография бөлүмлири билән бирликтә йеңи илмий йөнилишләрму вуҗутқа кәлди. Уйғуршунаслиқ институти ишлигән жиллири униң хадимлири тәрипидин он бәшкә йеқин  намзатлиқ диссертация қорғалди

Шу вақиттики Қазақстан уйғуршунаслиғиниң муһим утуғи шәриқшунаслиқ мәркәзлири билән қоюқ мунасивәт орнитиштин ибарәт болди. Россия, Өзбәкстан, Түркия, ХХҖ, АҚШ, Һиндстан вә башқиму мәмликәтләрниң илмий-тәтқиқат институтлири билән үнүмлүк һәмкарлиқ орнитилип, бириккән муһакимиләр, тәҗрибә алмаштуруш елип берилди. Шундақла яшларни, биринчи новәттә, Ленинград, Москва, Ташкәнт шәһәрлиригә аспирантуриға вә илмий стажировкиларға әвәтиш мүмкинчиликлири туғулди. Уйғуршунаслиқ институти моҗут болған жиллири XXІ әсир уйғуршунаслиғиниң илмий иқтидарини тәшкил қилған мутәхәссисләр тәйярланди. Уларниң көпчилиги һазир чәт әлләрдә паалийәт елип бериватиду

Рисаләт КӘРИМОВА, Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәһбири, тарих пәнлириниң доктори, профессор

Уйғур авази” гезитидин елинди“