Воскресенье, 22 декабря, 2024
Аммибаб

Яш хәттат Шерингүл Юнус әсәрлиридин талланма

Шерингүл Юнус 1989-йили 12-айда Қомул шәһәрлик Палвантур йеза Дөрбәҗин йоқири мәһәллә кәнтидә деһқан аилисидә дунияға кәлгән. Башланғуч вә толуқсизни Қомулда тамамлап, 2006-йили Бейҗиң Чаңпиң 2-оттура мәктипиниң Шинҗаң толуқ оттура синипиға өткән. 2010-йили әла нәтиҗә билән шәрқи шимал орманчилиқ институтиниң бағвәнчилик факультетиға қобул қилинип, 2014-йили 7-айда оқуш пүтүрүп Қомулға қайтип кәлгән.
Шерингүл ата-анисиниң яхши тәрбийәси вә оқутқучиси Турсунҗан Исһақниң тәсиридә, кичикидинла хәттатлиққа вә рәсим сизишқа алаһидә иштияқ бағлиған болуп, 2003-йили тәтил мәзгилидә устази Әсәт Муһәммәтниң йетәкчиликидә хәттатлиқниң дәсләпки асасини тиклигән. Қомулда оқуватқан мәзгилидә бир қанчә парчә һөсинхәт әсири аптуном район, вилайәтлик мусабиқиләрдә яхши нәтиҗиләргә еришкән, толуқ оттуриға чиққандин кейинму хәттатлиққа болған қизиқиши қилчә суслап қалмиған. 2013-йилидин башлап, интернет торида бир қисим яш хәттатлар билән пикир алмаштуруп, өзиниң хәттатлиққа болған билимини техиму чоңқурлаштурған. Хәт мәшиқини күчәйтип, нурғун яхши әсәрләрни ишләп чиққан. 2014-йили 3-айда униң бир қисим һөсинхәт әсәрлири тунҗи қетим байқаш үндидар салони хәттатлар мәхсус сәһиписидә елан қилинип, кәң тордашларниң шундақла хәттат устазларниң йоқири баһасиға еришкән. Шерингүл һазир арам күнлиридин пайдилинип хәттатлиқ курси ечип, хәттатлиққа қизиқидиған балиларға йетәкчилик қилип кәлмәктә.