Воскресенье, 22 декабря, 2024
Тарих

Уйғур зәмбирәк устиси — Исмайил

Милади 1271-йили Йуән суласи падишаһи Қублайхан Соң суласи зиминиға һужум қилғанда, жимисарлиқ уйғур санғун или қайа қуманданлиқ қилған қушун шаңйаңдики урушта душмән тәрипидин йиңилип қалиду. Бу вақитта санғун или қайа уйғур зәмбирикини йасашни билидиған устиларни Ханбалиққа йиғип уйғур зәмбирики йаситип ишқа селиш арқилиқ соң суласи қушунлирини мәғлуп қилғили болидиғанлиқ һәққидә Қублайханға мәслиһәт бериду. Хан йарлиғиға асасән ғәрби йурттин елип келингән әскәрләр арисидики уйғур һәрби мастир Исмайил вә Әлбәрдин, Махмут, Йусупқалан, Ширипидин қатарлиқ нәччә йуз уста билән зәмбирәк йасашқа киришиду.
Шу йили у қериндиши Әлбәрдин билән биллә Йуән суласиниң тунжи уйғур зәмбирикини мувапиқийәтлик йасап чиққан. Бу зәмбирәк оқиниң еғирлиғи 150 жиң болуп, Ханбалиқтики Муйдуңза алдида синақ қилип етип көргән, зәмбирәктин етилған оқ йәр зиминни зил -зилигә кәлтуруп йерим мо келидиған даирә ичидики нәрсиләрни көйдуруп кулгә айландурған.
Уйғур зәмбирикиниң күч — қудритини өз көзи билән көргән Қублайхан һәйран қелип, уни суң суласигә қарши урушқа ишлитиш арқилиқ уларни мәғлуп қилиш ишәнчисини турғузған вә Исмайилни шу мәйдандила 250сәр күмүш билән тартуқлап уларни уруш мәйданиға берип муңғул әскәрлири билән урушқа қатнишип өз карамитини көрсүтүшкә буйриған.
Шундақ қилип Шаңйаңдики һәл қилғуч җәңдә Исмайил пузитсийәни өзи башқурған вә биринчи пай оқни атқанда нишанға дәл тегип, Шаңйаң шәһириниң оттурисиға чушкән һәм имарәтләрни өруп, шәһәр қурулушлирини кукум талқан қилған. Шаңйаң шәһирини қоғдаватқан соң сулалисиниң санғуни лийу венхуән шәһәрни ташлап қачқан вә йол устидә муңғул әскәрлири тәрипидин әсиргә чушкән.
Шуниңдин кейин Исмайилниң үзүлдүрмәй уйғур зәмбирикини йасап бериши нәтижисидә муңғул қушунлири жәңләрдә уда ғәлбә қазанған. Шуңа Исмайил йәнә орда тәрипидин 5000 тизиқ пул билән тартуқланған.1273-йили Исмайил хан йарлиқиға асасән уйғур зәмбирики йасиғучи устиларға муәккәл болған вә хан өз қоли билән әскәр йуткәш дәстики тәғдим қилған, у муңғул ақсөңәклири ва җәмийәттики йуқури тәбиқидикиләр қатарида туһпикар әрбап саналған.
У 1274-йили һазирқи Бейжиң шәһиридә вапат болған. Униң чоң оғли Бубо дадисиниң мәнсипигә варислиқ қилған.