Четверг, 26 декабря, 2024
Сәнәт

Заманивий исламий язғучи вә йетүк шаир

© http://uyguravazi.kazgazeta.kz

       Мәлумки, Қазақстан өз мустәқиллигигә еришкәндин кейин, кеңәш һакимийити дәвридә чәк қоюлған диний ишлар билән мәшғул болуштәк инсаний һоқуқлиримиз қайтидин өз әслигә келип, хәлқимиз ислам диниға болған етиқатини давамлаштурушқа башлиди. Җай-җайларда мечитлар селинип, мусулман аммисиниң диний етиқат ишлириға имканийәт яритилди. Шундақла әйни чағларда диний китаплар вә материаллардин пайдилиниш мүмкинчилиги йоқ болған болса, әндиликтә хәлқимизниң бу җәһәттики арзулири әмәлгә ашти. Шуни қәйт қилиш керәкки, биздә илгири мусулманларниң муқәддәс китави болған «Қур’ан Кәримдин» пайдинилиш имканийити йоқ еди. Тарихий вәтинимиздики атақлиқ диний алим, өлима Муһәммәд Салиһ дамоллам һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилип нәшир қилдурған «Қур’ан Кәрим» бизниң дөлитимиздә бир түркүм миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири, сахавәтчи қериндашлиримизниң һамийлиғида бирқанчә қетим кирилл һәрипидә уйғур тилида нәшир қилинип, нәччә жиллардин буян қараңғу зулмәттә яшап кәлгән мусулман қериндашлиримизниң пайдилинишиға тәвсийә қилинди. Хәлқимиз өз ана тилида «Қур’ан Кәримдин» бемалал пайдилиналайдиған болди.
Һазир Сәүдийә Әрәпстанида яшап, иҗадийәт билән үнүмлүк шуғуллинип келиватқан, атақлиқ диний зат, хәлқимизниң пәхирлик оғлини Муһәммәт Йүсүпниң қәлимигә мәнсүп тоққуз томлуқ “Тәпсир җәвһәрлири” намлиқ чоң һәҗимлик әсәрини («Қур’анниң изаһлиқ луғитини») әрәп һәрипидики һазирқи заман уйғур тилидин кирилл һәрипидики уйғур тилида нәширгә тәйярлап бәрдим. Бу қиммәтлик әсәр пат-арида йәнила шу миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири, сахавәтчи қериндашлиримизниң һамийлиғида нәшир қилинип, авам хәлиқниң һозуриға сунулуш алдида туриду.
«Қур’ан Кәримниң» мәхсәт қилинған мәналирини һәрқандақ киши чүшинәләйдиған аддий сөзләр билән ениқ көрситип беридиған мәзкүр тәпсирни йезип, рояпқа чиқириш үчүн нурғунлиған диний алим-өлималарниң тәпсирлирини көздин кәчүрүп, тәтқиқ қилип, уларни бирму-бир селиштуруп чиққан, оттуз парә Қур’анниң тәрҗимисини тәйярлиған истедатлиқ диний алим, бу күнләрдә өзиниң 50 яшлиқ тәвәллудини қарши еливатқан Муһәммәт Йүсүпни оқурмәнләргә қисмән тонуштуруп өтүшни мувапиқ көрдүм.
Муһәммәт Йүсүп 1968-жили 10-февраль күни тарихий Вәтинимизниң Хотән вилайитигә қарашлиқ Керийә наһийәсидә мәрипәтчи аилисидә дунияға кәлгән. У кичик чеғидила пәнний билим беридиған башланғуч мәктәптә тәһсил көргән, шундақла диний мәдрисидә «Қур’ан Кәримни» үгинип, уни толуқ ядлавалған. У мәктәптә оқуп жүргән чағлиридила әрәп тилини үгинишкә башлайду. 1985-жили оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин, атисиниң тәшәббуси билән 1986-жили һәҗ қилиш сәпиригә атланған кишиләргә қошулуп, Мәккә шәһиригә берип, һаҗилиқ вәзиписини өтәйду. Шу жили Мисирниң Қаһирә шәһиригә берип, икки айлиқ әрәп тили курсида оқуйду. 1989 – 1993-жиллири Әзһәр университетиниң шәриәт вә қанун факул’тетида тәһсил көриду. 1995-жили Қазақстанға келип, Ишиктә шәһиридики “Қазақ-Түрк» лицейида әрәп тили бойичә муәллим болуп ишләйду. Шу жиллири җумһурийәтлик “Уйғур авази” вә униң қошумчиси “Йеңи һаят” гезитлирида ислам дини вә иҗтимаий ишларға аит мақалиларни йезип, оқурмәнләрниң алқишиға еришиду.
Муһәммәт Йүсүп 2001-жили Сәудийә Әрәпстани һөкүмитиниң мәхсус тәкливи билән Мәккә шәһиригә берип, Дөләт тәшвиқат министрлиги тәркивидики дөләт радиостанциясиниң Түркстан бөлүмигә ишқа орунлишиду. 2005-жилдин башлап, мәзкүр бөлүмниң уйғур тилидики аңлитишларниң мәс’ули хизмитини атқуруп кәлмәктә.
Муһәммәт Йүсүп диний җәһәттин интайин жуқури мәлуматқа егә, дин билән илим-мәрипәтни биллә елип меңиватқан йетүк алим вә диний өлимадур. У әркин пикирлик, мутәәссипликтин хали, заманивий исламий язғучи вә йетүк шаирдур. Униң “Исламдики аилә түзүми”, “Ислам еқидилири”, “Намаз вә униң қаидә-йосунлири”, “Намаз һәққидә сават”, “Роза вә униң әһкамлири”, “Динимизниң саплиғини қоғдайли”, “Закат китави”, “Дуа вә униң пәзиләтлири”,“Илаһий қорған”, “Ғәрип мәдәнийити вә биз”, “Һәҗ вә өмрә қолланмиси”, “Исламдики һарам вә чәкләнгән ишлар”, “Бәш пәриз вә исламдики аилә түзүми”, “Өсмүрләр үчүн диний сават”, “Дин вә һаят – 1600 соалға җавап”, “Дин вә һаят – 2000 соалға җавап”, “Ислам әхлақи”, “Һәҗ бәдәл тиҗаритиниң һарамлиғи һәққидә очуқ сөз”, “Пәрзәнтлиримизни қандақ тәрбийиләймиз”, “Мана бу ислам” қатарлиқ әсәрлири бирнәччә дөләтләрдә уйғур, қазақ, түрк, әрәп тиллирида нәшир қилинған.
Муһәммәт Йүсүпниң қәлимигә мәнсүп: “Тәпсир җәвһәрлири”, “Қур’ан Кәримниң уйғурчә тәрҗимиси”, “Пәйғәмбиримизниң улуқ мақамини қоғдайли”, “Қур’ан оқуш қаидилири”, “Ғурбәттики яшлиқ” (шеирлар топлими), “Жүрәк сири” (шеирлар топлими), “Қур’ан Кәрим бизниң ниҗат йолумиз” қатарлиқ әсәрлири нәшир қилиниш алдида турмақта. Булардин ташқири Муһәммәт Йүсүп әрәп әллири вә башқиму мусулман әллиридики диний алим-өлималар тәрипидин әрәп тилида нәшир қилинған 10дин ошуқ әсәрни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилип, нәширдин чиқарған.
Мән Муһәммәт Йүсүп билән буниңдин он жил муқәддәм тонушқан. Мана шуниңдин буян униң язған әсәрлирини кирилл һәрипидә нәширгә тәйярлаш иши билән шуғуллинип келиватимән. Униң иш-паалийәтлиригә қоюқ арилишип кәтмигән болсамму, униң шиҗаәт-ғәйрити, тиришчанлиғи, һармас-талмас ирадиси мени қайил қилиду.
Миллитимиз арисидин йетилип чиққан атақлиқ диний алим, өлима, йетүк шаир Муһәммәт Йүсүпни әллик яшлиқ тәвәллуди мунасивити билән қизғин тәбриклигәч, униңға аиләвий бәхит-саадәт, мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр вә иҗадий утуқ тиләймән.

Садиқҗан ЮНУСОВ.
Алмута шәһири.