Среда, 4 декабря, 2024
ТарихУйғурлар

Гаңгуң Бақи

Гаңгуң Бақи

Гаңгуң Бақи 19 – әсирниң башлирида Қомул тарати теғида туғулуп өскән, мәрд, батур, қорқмас, адаләтпәрвәр палван. Йаш чеғида Қомулдики манҗу бәг – әмәлдарлириниң хорлашлириға қарши турғанлиқи үчүн Аратүрүк ном тағлириға паланған. Шу дәвирләрдә җаһаләткә қарши санақсиз күрәшләрни қилған. Садир палванму ном зинданида еди. Қәқдирниң орунлаштуруши билән уйғурниң бу икки сөйүмлүк пәрзәнти зулмәтлик зинданда тонушуп, сирдишип, чоңқур достлуқ орнатқан вә кейин зиндандин қечип елигә өтүп кәткән. Шу чағда Гаңгуң Бақи 30 нәччә йашларда еди. Шундин етибарән бу икки палван черик манҗу һакимийтигә қарши қозғалған Или деһқанлар қозғилиңиға қатнашқан. Гаңгуң Бақи җәңләрдә әҗайип батурлуқ көрситип, манҗу чериклиригә әҗәллик, қақшатқуч зәрбә бәргән. Шуңа қошун ичидә инавити тез өсүп, қозғилаңчи қошун тәрпидин қурулған Или султанлиғида орда муһапизәтчи қошуниниң муһим сәркәрдиси болуп тәйинләнгән. Униң алаһидә тилға елип өтүшкә әрзийидиған йери шуки, у Садир палванниң қолиға қол, путиға пут болуп маслишип, һәмдәм болуп, хәлиқниң, милләтниң һөрлүки, баравәрлиги үчүн җанпидалиқ билән күрәш қилған.
Гаңгуң Бақи Байандай күрәсигә (Или җийаңҗүн мәһкимиси турушлуқ җай) Чилпәнзә… қатарлиқ җайларға қилинған һуҗумларға көп қетим башчилиқ қилған.
1871-йили, Чарроссийә Илиға таҗавуз қилип киргәндә, Гаңгуң Бақи Или султанлиқи қошуниға башламчилиқ қилип, орус чериклиригә батурлуқ билән тақабил туруп зор ғәлбиләрни қолға кәлтүргән. Қорғастики бир қетимлиқ дәһшәтлик җәңдә һөрлүк үчүн туғулған бу әзмәт шеһид болған…
Улуғ йаратқучи Алла игәм һөрлүк йолида җан пида қилғанларни һәр вақит җәннәт гүлшәнидә хошһал қилғай!!! Уларни әсләп туруш бизниң мәҗбурийтимиз…
Әрк дәп суғарған шәмшириң қени,
Әрк дәп йиқилған зәбәрдәст тениң.
Әрк дәп товлиған һурайиң йәнә,
Әрк дәп аққузған пакизә қениң…

Қалдиму зинданда гөзәл арманлар,
Қалдиму Илиниң долқунлирида.
Қалдиму Чилпәнзә, Байандай таман,
Қалдиму Қорғасниң пинһанлирида…

Бәш балаң бармиди житим қалғудәк,
Өз анаң бармиди йолуң баққудәк.
Биләмсән сениңсиз Тарати теғи,
Һазирму һәсрәтлик дәмләр тартқудәк…

Ушбу дәқиқә Садир палван вә гаңгуң Бақиниң зинданда сирдишип олтурған йоруқ симаси көз алдимға келиватиду… вә уларниң җәңләрдики җәссуранә көрүнишлири…
2008 – жили 6 – айниң 19 – күни Қомул.