Среда, 4 декабря, 2024
Аммибаб

Айхан Ана

Айхан ана

(Айхан Турди 1882-1942)
Айал , уйғур, Ғулжа шәһиридә өткән Турди байниң қизи. У кичикидә, илғар затлар ачқан һазирқи заман мәктипидә оқуған.
Ғулжа шәһәр Қазанчи тәвәсидә 60 йиллиқ тарихқа игә башланғуч мәктәпни қурған. (Һазирқи 21- башланғуч мәктәп), «Айхан мәктәп» нами билән та һазирғичә атилип кәлмәктә.
Айханниң йолдиши вапат болуп кәткәндин кейин, һечқандақ пәрзәнт қалмиған, йолдиши вапат болғандин кейин, Айхан интайин йалғузлуқ һис қилған, у жәмийәттә сәргәрдан йүргән оқуш йешидики балиларни көрүп, уларға қизғин һисдашлиқ қилип, йолдишидин қалған мирас вә атисидин қалған барлиқ мал- мөлики билән маарип ишлирини раважландурушқа бәл бағлайду. 1934- йили у ахири өзиниң Қазанчидики қорусида йетимлар мәктипини қуриду. Бу мәктәпкә аилә мәктипи дәп нам қойилиду. Лекин амма уни Айхан мәктипи дәп атиған. Шу мәзгилләрдә фиодал мустәбит күчләр айалларниң мәктәп ечишиға бар күчи билән қарши турған, бәзи байлар уни « бу сараң айал бир топ балиларни йиғивилип бикар пул хәжләватиду дәп мәсхирә қилған». Лекин буларниң һәммиси Айханниң мәктәп ечиш ирадисини тәвритәлмигән.
Росийә өктәбир иниқилавии вә « 4- април сийасий өзгириш»ниң сийаси тәсири Айханниң мәктәп ечиш ирадисини техму чиңитқан. Шу мәзгилдә униң мәктипидики йетим балилар 300 дин ашқан болуп, һәммиси мәктәп формиси кейип кочида йүргәндә кишләр бу Айхан мәктәпниң оқуғучилири дәп биләтти. Айхан оқуғучиларни әтраплиқ тәрбийилигән, бу мәктәптә оқуған кишләрниң әслимиси бойичә бир оқуғучи Айхандин калла пақалчәк дегән нимә дәп сориғанда, Айхан ашпәзни әклип 300дин артуқ оқуғучиға калла пақалчәк пишуруш дәрисини өткән. Айхан һәр қетим сиртқа чиқип қайтип кәлгәндә, оқуғучиларға ойунчуқ қатарлиқ соғиларни елип келәтти. Һейт — байрамларда барлиқ оқуғучиларға кәмпут қатарлиқ йемәклик селинған халтиларни тарқитип берәтти.
Айхан мәктәптики оқуғучиларға көңүл бөлүпла қалмастин, бәлки жәмийәттики нурғун балиларниң вәсиси болған. У балиларни оқутупла қалмастин, чоң болған балиларниң өйлинишгә, хизмәт тепишиға йардәмләшкән. Шуңа, мәктәптики оқуғучилар уни һөрмәтләп ‹‹Айхан ана›› дәп атап кәлгән.
Униң башламчилиқи билән бәзи илғар затлар ата- анилар комитетиниң қоллиши вә йардими арқилиқ, илгири- кейин болуп, нурғун заманиви хусусий мәктәпләрни ечип, маарип ишлирини зор күч билән тәрәққий қилдурған .
(1934-1937)
йиллири. . .
Шу мәзгилдики или гезитиниң қошумчә бетидә
« Өмүрүң узун болсун Айхан ана» ,« аилә мәктипини мәдиһләймиз»,« йитимләрниң аниси Айхан», « уйғур қизи»,«Айхан ханим» қатарлиқ нурғун шеир вә мақалиләрни елан қилип, айханниң башланғуч маарипини раважландурған роһини йүксәк мәдһийилигән.