X-XIII esirler qaraxaniylar edebiyati_USY

 

X-XIII әсирләр қараханийлар әдәбияти: тарих билән сөһбәт

Алимжан Тиливалди-Һәмраев. Қазақстан Пәнләр Академияси М. О. Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими,  филология пәнлириниң доктори, профессор.

 

Х әсир Мәркизий Азия түрк қәбилилири үчүн кәскин сәясий-ижтимаий бурулуш нуқтисиға айлинип қалди. Бу йеңи типтики вә тарихий өзгиришкә йүзлиниш охшимайдиған мәдәнийәт тәрәққиятини бәлгүлиди. Сәвәви  дуниявий вәзийәт тарих еқимини тамамән башқа яққа буравәткән еди. Бу кәскин өзгириш Талас дәрияси йенида йүз бәргән һәл қилғучи қанлиқ жәңдин (ҮІІІ әсир) вә  шанлиқ қедимий уйғур хақанлиғиниң (ІХ әсир) әң еғир, әң шәпқәтсиз сәясий хирислиридин кейин йүз бәрди. ҮШ әсирдә Аббасид мусулман сәрдарлири  хитайлар үстидин ғәлибә қазанғандин кейин, уларға ярдәмгә кәлгән  қарлуқ-басмил қатарлиқ түркий қәбилиләрниң әрәп-парс дуниясиға шуңғуп киришигә ишикләрни кәң ечивәтти. Шу сәвәптин түрк қәбилилириниң Мәркизий Азиядики сәясий орни мустәһкәмләнди. Орхондики  Уйғур хақанлиғиму бир әсиргә йәтмәй бүйүк түрк империясиниң тәдрижий давами  вә бир пүтүн империялик дөләтлик қурулма сүпитидә сәясий сәһнидин чүшти.

Бепаян яйлақ-зиминда мисли көрүлмигән ижтимаий  апәтләр вә сәясий қайнамлар овж елиши түпәйли, түркий хәлиқлири өзлириниң илгирики дөләт еқидә-күчини әслигә кәлтүрүштики интилиши вә тиришчанлиғи асанға чүшмиди. Ақивәттә Өтүкәндики қалаймиқан сәясий вәзийәт хели узун жилларға созулуп кәтти. ІХ әсирдә йүз бәргән апәтлик аләмшумул шәпқәтсиз силкинишләр 300 жил тәңричилик мәпкүридә сәлтәнәт қазанған бүйүк түрк хақанлиғиниң ахирлишиш, йәни мунқәризлишиш жәриянини кәлтүрүп чиқарди. Ақивәттә, бу боһран бүйүк Алтайниң ролини, түркийлик мәркәзлик жәңгиварлиқ роһини, мәдәнийитиниң үзлүксиз тәвритиш вә күчәйтиш иқтидарини һалсиратти. Бәзи қәбилиләр Билгә Қаған, Тонюқуқ, Көлтекин, Моюнчур қатарлиқ данишмән йетәкчи рәһбәр-әждатлиримизниң қудрәтлик дөләт бәрпа қилиштики төһпилири вә уларниң иттипақлиқниң сақлап қелиш үчүн ейтқан вә шундақла сиртқи күчләргә алдинип қалмаслиқ һәққидики вәсийәтнамилири өткүнчи тарих сәһиписидә қалди. Мәзкүр тилға елиниватқан тарихий шәхсләр Алтайни пүткүл түрк дуниясиниң қудрәтлик иҗтимаий-сәясий вә роһий-мәдәний мәркизигә айландуруп, сәлтәнәт қазанған еди. Шуңлашқа алтай түрк тәңричилик қәһриманлиқ  роһи беқияс дәрижидә күчийип, түркий қәбилиләрниң  қан-томуриға сиңип, уларниң аләмгә йетәкчилик қилиш ирадисини чиңитқан.

Дәрвақә, бүйүк түрк хақанлиғиниң йимирилиши, ҮІ әсирдин Х әсиргичә болған әң чоң бүйүк мәжүсий-тәңричилик роһидики иҗтимаий-сәясий мәдәнийәт үлгисини яратқан, мәнивий илгирилитиш вә дәвәт қилиш жан-томуриға айланған  орхон-енисей (Орхон-Анисай) руник йезиғиниң тарихий һәм сәясий сәһнидин чүшүп қелишиғиму зәмин тәйярлиди. Узун  әсирләрдин буян гүлләнгән руник йезиқчилиғиниң алаһидә роли шуки,  униң Өтүкән хәлқиниң тәңричилик еңини мустәһкәмләштики вә кәң бепаян зиминда һәммә қериндаш қәбилиләр үчүн роһий қиммәт яритиштики  төһписи йүксәк еди. Түрк қәбилилири үчүн алтайниң илгәрки мәдәнийәт қувити болған руникилиқ йезиқтин айрилип қелиши,  ақивәттә, пүткүл түрк мәдәнийитиниң  ички мәпкүрәвий йөнилишиниң  өзгиришигә елип кәлди. Бу түрк дуниясиниң тамамән башқа диний сүпәт билән риважлинишиға зәмин тәйярлиди.

Тәкитләймизки,  Х әсирдин башлап вәзийәтниң кәскин өзгиришидә 751 жили Таразда йүз бәргән әрәп-хитай урушниң беваситә ичкий тәсирини наһайити әтраплиқ вә чоңқур үгинишни тәләп қилиду. Бу қурулма шәкилдики йеңилиниш Мәркизий Азияниң ядролуқ мәдәнийәт сүпитини ашурди. Ушбу бепаян зимин түрк қәбилилири үчүн күчлүк мәнивият бәрпа қилиш мәркизигә айлинип, умумий ислам муһитида риважлинишиға иқбал яритип бәрди. Ислам диниға хас йеңи қәдрийәтләр вә қиммәт қарашлар түрк қәбилилириниң турмушиға қарап пәйдин пәй ичкирлиди. ІХ әсирниң иккинчи йеримида пәйда болған түркий мәпкүрәвий бошлуқ, қайтидин йеңи сәясий муһитта жанлинип, йеңи типтики ислам мәдәнийитиниң гүллинишигә имканийәт һазирлиди.

Түрк дунияси кәскин йеңилинип, өзлиригә хас ислам муһитидики пәриқләнгән тарих сәһиписини яритишқа йүзлиниду. Түрк мәдәнийитиниң мәркәзлик тәрәққияти Алтайдин Мәркизий Азиягә бирә тола йөткилип, йеңи дәвирниң тәләплиригә мувапиқ һалда риважлиниду. Түрк қәбилилириниң мутләқ қисми йеңи роһанийәт муһитиға маслишип, әрәп-парс вә түрк мәпкүрәвий һәм диний бирлигиниң пәйда болушиға өзиниң зор төһписини қошиду.

Қәйт қилишқа лазимки, Х әсирдә йүз бәргән өзгиришләр Мәркизий Азиядики түрк тилида сөзлишидиған дөләтләрниң иҗтимаий-сәясий һаятида икки диний мәдәний түзүмини барлиққа кәлтүрүп, йеңичә риважлиниш шәклини вә униң өзгичилик мәзмунда қелиплиш җәриянини һасил қилип, пүтүнләй охшимайдиған бир мәнивий басқучқа көтәрди. Бу дөләтләр тарихта Қарахан вә Идиқут ханлиқлири дегән нам билән сәһипә ачти. Шаһанә Қәшқәр (қараханийлар) вә ғуруранә Бешбалиқ-Турпан (идиқутлар) өз ара зиддийәтлик диний етиқатларни асас қилған һалда, йеңи сәясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт мәркәзлиригә айланди. Қарахан ханданлиғиниң күчийиши исламни дөләт дини дәп җакарлиған вә мусулманлар дунияси чәмбиригигә киргән султан Сатуқ Буғраханниң паалийити билән беваситә мунасивәтлик. Идиқутта, хан Таспар сәясий вәзийәткә бола өзиниң тәңригә итаәтмән қедимки уйғур әҗдатлириниң вәсийәтлиригә хилаплиқ қилған һалда роһий ирадисини сундурушқа мәжбур болуп, буддизмни дөләт дини дәп җакарлиди. Бу хил диний вәзийәт оттура әсирдә икки қандаш-қәбилидаш түрк тиллиқ дөләтлириниң  узун муддәтлик өз ара тиркилишигә сәвәп болуп, бир биригә кәскин һалда тақабил турушиға елип кәлди. Умумән, 10-әсирдин башлап, ислам түрк дунияси вә буддизм қарашлирини асас қилған феодаллиқ түзүминиң шәкиллиниши — ақивәттә йеңи мәдәнийәт  мөжүсини яритип, уни йетәкләш вә өрләш  басқучиға елип кирди.

Караханийлар әрәп-парс тилида сөзлишидиған хәлиқләр билән болған мәдәнийәт мунасивитини әстаидил күчәйтип, исламий қәдрийәтләр һәм тәләпләр асасида тәрәққий қилишиға һәр тәрәплимә имканийәт яритип бәрди. Һәқни (Аллаһни) тонуш әң гөзәл мәвқә сүпитидә мәйданға ташланди. Ижтимаий турмушни йеңичә гөзәл, қараш йәни шәриқниң нәқишвазлиқ мәпкүрисидә изаһлаш тәвсийә қилинди. Инсанниң төрилиши Аллаһ меһир-шәпқитиниң вә муһәббитиниң  хаһишидин екәнлиги умумйүзлүк етирап қилинип, йеңи жәмийәтлик, мәнивий-роһий вә әхлақий қарашлар алға сүрилди һәм улар исламий виждан әқидисигә айланди. Аллаһ инсанни муһаббәт билән яратқанлиға иман кәлтүрүш, шу сәвәптин инсан униңға ишқ-муһәббәт бағлаш вә бу йолда өз қәрзи-пәрзини ада қилиш, өзиниң  кишилик борчи екәнлигини чүшинишкә башлиди. Бу муқәддәс борчини ада қилмиған инсан, жәмийәтлик әдәп-әхлақтин халис қалған шәхс сүпитидә тәрғип қилинди. Ислам муһитида гүллиниш шу дәвирдики әдипләрниң умумлашқан шәһәр мәдәнийити (Қәшқәр, Баласағун, Бухара, Узгән қатарлиқ) чәмбиригини һасил қилип, йеңи сөз сәнъититиниң бөсүп илгилишигә сәвәпчи болди. Мәзкүр тарихий басқуч оттура әсирдики түрк илмий вә әдәбий тәпәккүрниң тәдриҗий тәрәққиятидики муһим бир мәзгил. Мәшһур иҗадийәт әрбаплири язған әсәрләр, дөләтлик еқидә вә етиқатлар, оттура әсир энциклопедистлири топлиған мәнивий вә әхлақ билимлири йеңи дәвирдә йилтиз тартиватқан  мәдәнийәтниң бәлгүси болуп, бу һаләт барлиқ түрк қәбилилириниң һаятида түп-асасидин өзгәргән һәм роһанийәт жәһәттин йеңиланған дәвирниң башланғанлиғидин дәрәк бәрди. Алдинқи әсирләргә селиштурғанда, әхлақий гөзәл қараш арзуси вә мәнивий мәнпийәт даирисиму бир қәдәр тез кеңәйгән еди. Қараханийлар җәмийитидә йүз бериватқан ижтимаий-мәнивий һадисиләр кишини һәйран қалдуридиған өзгиришләр қайнимидики реаллиқни қобул қилишқа үндиди. Яритилған мәдәний ғәзниләр өзгичә илмий вә нәзәрийивий билим принциплиридин учур берип, шу чағдики инсанларниң роһий дуниясиға, болупму йеңи ижадийәт вәкиллиригә көрүнәрлик дәрижидә тәсир көрситишини давам қилди.

Қараханийлар дөлитидә ислам дининиң күчийишигә бола, түркий тил сәнъити әрәп-парс тил муһити билән бирликтә оттура шәриқ классик йөнилишигә тайинип риважлансиму, нурғунлиған саһаларда вә жәмийәтниң ички маһийитидә тәнтәнилик вә есил мәнивийәт алаһидиликлирини бәрпа қилди вә шундақла йеңи әдәбий тил нормилирини умумий қанунийәткә айландурди. Түрк тилиниң сәясий еһтияжи күчийип, униң иҗтимаий-мәдәний әһмийити ашти. Шу сәвәптин мәзкүр дәвир түркләрниң мәдәний ойғиниш дәври дәп баһалиниду. Дәрһәқиқәт, бу әсирләрдики сөз сәнъити илгәрки дәвирләрдин кәскин пәриқлинип туриду. Оттура әсирдики түркләрниң ижадийәт нәмунилири вә пәлсәпә рисалилириниң тил вә ижтимаий турмуш, әнъәнивий мәрасимға хас характерлик алаһидиликлири вә шуниңға аит  умумлашқан етиқат-қарашлар җәмийәтниң һәммә саһалириға сиңип киргәнликини ениқ көрситип бериду. Шуниң билән бир вақитта, алий шәһәр пәлсәпәси-етиқати, һаятниң турақсизлиғи, жәмийәтниң әйиплири, өтнә аләм вә икки дуния еқидиси йәнила әдәбий вә мәнивий иҗадийәтниң мәзмуни билән шәклигә беваситә тәсир көрситип туриду. Һәтта Идикут дәвридики қандаш қедимий уйғур буддистлириға хас сәнъәт усуллириниң қараханийлар әдәбиятиға көрсәткән тәсириниму ениқ көргили болиду.

Бу исламий ойғиниш дәвридә кона әдәбият әнъәнилириниң трансформациялиқ жәриянлирини, сәнъәт уқумидики тарихийлиқ изна-бәлгүлирини  вә йеңи әдәбий жанрларниң барлиққа келип, охшимайдиған шәкилдә эстетикилиқ тәләпләр билән (әдәбий канонлар) гирәлишиш әһваллирини ениқ байқавелишқа болиду. Бу һәқиқәтәнму түркийлик шәриқ классицизминиң шәкиллинишигә қошулған бебаһа төһпә. Мәзкүр бәдиий-эстетик җәриян әрәп-парс әдәбиятиға охшашла пүтүнләй қанунлашқан әдәбий еһтияж-формула вә әшъар принциплириға әмәл қилиш билән ипадилиниду. Бу ижтимаий-мәдәний вәзийәт тәсвирләнгән һадисиләрниң хиялий кәчүрмишләргә асасланған ирреалиқниң (тәсәввуф ичигә қачиланған реаллиқ) ички маһийитини ашкарилайду. Йүсүп Хас Һаҗип, Махмут Қәшқәри, Әхмәт Йүгнәки, Әхмәт Яссави, Сулайман Бақирғани қатарлиқ әдипләрниң әсәрлиридә шәкил жәһәттин йеңи тәқлитчилик орун алған болсиму, амма тил-мәзмун жәһәттин һеч қандақ мәдәнийәткә охшимайдиған, өзгичә муқәддәс идея-мәпкүрийәвий чүшәнчилиригә яндашқан улуқ бир кәшпият-мөжүзилирини көрүшкә болиду.  Улар наһайити инчикә назук туйғулар ара мужәссәм вә тинимсиз һәрикәт ритмилирида ипадиләнгән. Тәкитләймизки, қараханийлар дәвирдә шәкилләнгән бу хил тәдриҗий тәрәққият түрк ислам мәдәниятиниң  түп асаслиқ омуртқисиға айлинип, та бүгүнки қәдәр һәммә түрк хәлиқлириниң һаятида әхлақий, роһанийәт һәм мәдәнийәт үлгиригә улушуп, уларниң тәшналиғини қандуруп кәлди.

Бу жәзмләшкән йәккә-йеганә гөзәл роһанийәт қараш — ислам дининиң һөкүмранлиқ меһир-шәпқити (һәммә Куръан кәрим сүрилириниң башлиниши нәзәрдә тутуливатиду) еһтияжидин келип чиққан, әлвәттә. Түрк дунияси үчүн әң чоң ғәзинә -ядикарлиқ Йүсүп Хас Һажипниң «Қутадғу билик» әсәриниң қараханийларниң пайтәхти- Қәшқәрдә пәйда болуши — йеңи бир жәмийәт қурулма еңиниң тәшкиллиниши билән гүллинишидин учур берип, бу әһвал түрк хәлиқлириниң иҗтимаий-мәдәнийәт һаятида мисли көрүлмигән утуқларға еришидиғанлиғини вә дуния әдәбиятиға қошқан төһпилириниң тәсир күчи-қувитини техиму ашурудиғанлиғини ярқин испатлиди. Махмут Қәшқәриниң «Дивану луғәтит түрк» әсәри әрәп-парс вә түрк мәнивиятини бир бири билән туташтуруп туридиған бузулмас көрүк сүпитидә намайән болди. Әхмәт Йүкнәки «Һибәтул һәққаий» («Һәқиқәт соғиси») түрк қәбилилириниң Һәқни тонуштики тиришчанлиғини айдиңлаштурди. Әхмәт Яссави һәм Сулайман Бақирғаниниң («Һекмәтлири») жәмийәт әйиплирини тонуши вә уларни тәрк етишниң муһимлиғи һәм шундақла пәзиләтлик инсан тәлиматиниң аңни сағламлаштуруштики ролини көрситип бериши, түрк дуниясиниң йеңи сүпәткә еришкәнлигидин ярқин нәмунә. Шуңлашқа караханилар әдәбияти ислам мәнивият тәрәққиятидики йеңи бир басқуч вә түрк хәлиқлириниң кейинки мәнивий риважлиниши һәм роһий бирлиги үчүн соғулмас булақ.

Қәйт қилиш лазимки, Х-әсир Мәркизий Азия хәлиқлириниң классик әдәбиятида һәммә дегидәк әнъәнивий жанрларниң шәкиллинип болған вақти. әл-Фараби, Әли ибн Сина, Бируни, Рудаки қатарлиқ ислам әллама- өлималириниң энциклопедия характерлиқ әсәрлириниң пәйда болуши мәзкүр тәвәниң бир туташ мәнивий ғәзинигә айландуриду. Шу түпәйли, караханийлар әдәбиятида аләмни аллигориялик символ услубида изаһлаш күчийип кетиду. Бу пәқәт түрк әдәбиятиға хас һаләт болуп, йеңи пәлсәпәвий-эстетик чүшәнчиләрни муәйәнләштүрүш мәхсәт қилинған. Һәм у охшимайдиған турмуш еқидә-қанунийәтлириниң тиклинишигә сәвәпчи болиду. Караханийлар  классик әдәбият жәриянида муәйәнләшкән әрәп-парс тилиниң һөкүмранлиғиға зит бу еқим-һәрикәтни «шуубия» дәп чүшинип, суфизмға бағлайду. Шуңлашқа һәммә әдипләр түрк тилини улуқлиғини қәйт қилип, униңға һәвәслиниду. Буму шу «шуубия» һәрикитиниң ипадиси еди. Әнъәнивий жанрларниң әсирләрдин әсирләргә йетидиған тәсир күчи қелиплишиду. Шуни ениқ җәзмләштүрүшкә болидуки, дәл мушу вақитта шеирий шәкилдики диалог-епос рисалиси йеңи мәзмунға еришти. Хәлиқ еғиз ижадийитигә хас панегирикилиқ түстики эстетикилиқ һадисиләр караханийлар әдәбиятини әрәп-парсчә классик панигеризмдин пәриқләндүрүп турди. Әхмәт Йүгнәкиниң ижади түрк әдәбиятидики бу хил епос-дастан жанрниң изчил тәрәққиятини очуқ-ашкарә ениқлап бериду. Шуниң билән бир вақитта, қараханийлар әдәбиятида шеир вә музыкиниң (саз-нәғмә) йеңи бирикмисини (синтезини) көрүшкә болиду. Мәзкүр тәпәккүр еқими «әбият» уқуми билән беваситә бағлиқ. Әл-Фарабиниң саз-нәғмигә асасланған рисалилири түрк гүллиниш дәвридики әдәбият вә сәнъәтниң йеңи шәкиллириниң асаси. Музыка билән шеир сәнъитиниң йеңи шәкилдә жор болуши, орда мушаирилириниң жанлиниши, шеир системисиға аит нәзәривий қарашларниң жәзмлиниши  вә уларниң әң алий чүшәнчиләргә айлинип, дөләт тәрипидин қоллап -қувәтлиниши әдәбиятниң җәлип қилиш күчини кәскин ашуриду. шундақла у әбәдий бәдиий тәпәккүргә тегишлик мәсилиләр, җанлиқ маһийәт, гөзәлликкә аит тәсәввурларни бейитиду. Бу мәнивий қараш-уқумлар охшимиған шәхсийәтсиз реаллиқ, аңсиз (һиссиятлиқ) һаләткә өтүшниң қанунийәтлик шәкли вә қаидисигә айлиниду. Бу хил интилишлар һәм жәмийәтниң роһий хатирҗәмлигини тәминләштә чоң әһмийәткә егә болиду. Инсанларниң һәқ-илаһни тонуш, камаләткә интилиш, әхлақий мукәммәлликкә еришиш арзулирини умумийлаштуриду. Чүнки инсан буни өзиниң жәмийәттики гөзәл әхлақи вә Аллаһ алдидики борчини ада қилиш мәжбурийити билән бағлиқ дәп чүшиниду. Шуңлашқа әдәбиятта мәзкүр муқәддәс қарашни унтимаслиқ керәклиги давамлиқ тәкитлинип туриду.

Қараханийлар дәвридики язма ядикарлиқларда еғизчә вә язма әнъәниләрниң бирикиши ениқ ашкариланди. Бу һәқиқий мәнадики тарихийлиқтур. Мәсилән, «Қутадғу билик»тә чүшни изаһлашниң адәттин ташқири шәкли-формулилири берилгән болуп, бу қедимки вә тунжа түркчә әсәр «Пал илаһий китави» билән беваситә мунасивәтлик. Махмут Қәшқәриниң мәшһур қамуси «Дивану луғатит түрк»кә асасланғанда, қараханилар иҗтимаий вә сәясий турмушниң жуқири сәвийисәдә болғанлиғини, нурғунлиған түрк қәбилилириниң урпа-адити, әнъәниси билән етиқатиниң нәқәдәр қувәтлик екәнлигини ениқ байқиғили болиду. Оттура әсирдики алимлар кәң көләмдә тарих, мәдәнийәт, география, этнография, тилшунаслиқ, музыкишунаслиқ вә сөз сәнъити һәққидики мәлуматларни жиддий топлап, системилиқ оттуриға қойди. Бу нуқтидин алғанда, Махмут Қәшқәриниң «Дивану луғатит түрк» әсәри дуния илим-пәни  һәм тәтқиқатчилири үчүн алаһидә бебаһа мәпкүйәвий вә мәдәний қиммәт егә. Алимниң қәйт қилишичә, барлиқ түрк қәбилилири вәзийәт өзгәрсиму өзлириниң тарихий йилтизини  һеч қачан унтимаслиққа адәтләнгән. Қан-қериндашлиқ вә тил җәмийәтниң  роһий-мәнивий озуғи сүпитидә өз-ара упримас риштиләргә чирмашқан һалда, қоюқ һәмкарлиқ, изчил қоллап-қувәтләш объектиға айлинип, түрк қәбилилири үчүн өз ара мәнпийәтлирини тәдрижий әмәлгә ашурушта зор амилларға айланған. Алп әр Тоңа, Шуға охшаш тарихий қәһриманларниң образлири, шундақла фольклорға һәм  хәлиқ һаятиға мәнсүп мавзулар: той мәрасим, матәм тутуш, чүш өрүш, әпсанивий вә тарихий ривайәтләрни изаһлаш қатарлиқ ижтимаий һәрикәтләр қайтидин җанлинип, йеңичә шәрһилиниду. Бу жанлиниш жәмийәттики умумий тарихий вә мәдәний өзгиришләрни қозғап, пүтүнләй йеңи мәнивий вә әхлақий қаидә-идеяләрниң оттуриға қоюлишиға иқбал-имканийәт тәйярлайду. Әдәбиятта қәһриманларниң йеңи типик образлирини, қоршиған муһит-реаллиқниң һаятий қияс вә хиялий тәсәввур сүпәтлирини бәрпа қилишқа қолайлиқ шараитларни яритиду.

Қараханийлар әдәбияти оттура әсирдики илим-пән вә хәлиқ еғиз әдәбиятиниң туташлиғини испатлап бәргәндин башқа, тарих, тил, тибабәтчилик, астрономия, алгебра, ботаника, эстетика билимлирини, суфизм, реаллиқ вә ирреаллиқ (әмәлийәтсизлик)  аит пәлсәпәлик тәлиматларни илгири сүргән. Шеирийәт вә әдәбий тәнқит һәққидики нәзәрийивий рисалиләр болса, хилму-хиллаштурушниң бирикмә хуласиси һәм уларниң моҗутлуқ тәртиви, өлчәм-миқдар системиси, шеирларниң ритмлиқ қанунийәтлиридики алақә васитилири, фольклорлуқ сәнъәтниң алий иҗадийәткә тәвәлиги вә шәхс — шәхссизлик тоғрисидики муаммилар әтраплиқ чоңқур мулаһизә қилинғанлиғини көрситиду. Йәнә шундақла диахрония-синхрониялик маслишиш қанунийәтлири, симметрик вә асимметрик зитлиқ, моҗутлуқ вә хиял қурулмисиға тән бирхиллиқ, рәсмий шеир эстетик чүшәнчилири, нәқишвазлиқ тәлиматлири вә терминологиси (аталғушунаслиғи) алаһидә ижадийәт мәйданини бәрпа болуватқанлиғини испатлайду.

Әрәп-парс-түрк бәдиий бирикмисиниң элементлири сүпитидә тәшвиқ қилинған поэтикилиқ фигурилар анчә муһим әмәстәк билиниду. Амма улар әсәрләр арқилиқ шеирий муназирә қилиниватқанлиғини һесапқа алсақ, у чағда бу хил муаамилар шу чағдики әдипләрни жиддий ойландурғанлиғидин дәрәк бериду. Тәкитләймизки, ушбу дәвирдики әсәрләрдә шеирий шәкил вә қурулма көрүнүш васитилириниң рошән ортақлиғини вә сәнъәт тилиниң умумлашқан тәрәққияти әдипләрниң бир биридин қелишмайдиған риқабәтчилик ирадисини һәм жуқири сәвийисини көрситип бериду. Классицизм шеирийитиниң йеңи шәкиллири, болупму: рубаийлар, қәсидиләр, ғәзәлләр, бейтлар, мәсневилар, қошақлар, күй-йирлар, фольклорлуқ төртликләр қатарлиқ жанрларниң барлиққа келиши, әдәбият мәйданини вә жәриянини пүтүнләй өзгәртти. Бу нәмуниләр билән йәнә башқиму ижадий издинишләр классик тәқлит әдәбиятиниң шәкиллинишиниң давамлишида йүз бәрди, әлвәттә. Қараханийлар әдәбияти өзиниң миллий алаһидиликини йеңичә типик тәләпләргә аит бәрпа қилғандин башқа, йәни уларға миллий сүпәт  («шуубия») бериш арқилиқ техиму күчәйткәнлигидин учур алимиз. Умумән ейтқанда, Мәркизий Азиядә йеңи түркий роһанийәт даирисигә киргән ядролуқ миллий әдәбият ичкий жәһәттин қелиплишип вә риважлинип, ислам дуниясиниң умумий ғәзинисигә айланди. Реаллиқни мусулманчә тәсәввуфта умумий тонушниң бирлиги бәрпа қилинип, шәриқ классик әнъәнисиниң сүръәтлик риважлинишиға һәр тәрәплимә шараит яритилди. Шуңлашқа, қараханийлар әдәбияти  түркология саһасиниң айрим тәтқиқат объекти болуш сүпити билән алаһидә қиммәткә егә.

Қараханийлар мәдәнийитиниң тәдриҗий тәрәққиятидики йеңи тәләп — у сөз сәнъитидики охшимиған нәзәрийәвий яндишишлар биләнму беваситә бағлиқ. Ислам дуниясида әдәбиятқа мунасивәтлик көплигән илмий-методологиялик рисалиләрниң пәйда болуши өз нөвитидә Х-ХІІІ-әсирләрдә йезилған  әдәбий әсәрләрниң шәклий қияпити билән гөзәл-эстетик қарашларға асасланған мәпкүрийәвий мәзмунини пәйдин-пәй өзгәртиду. Классик түрк шеирийитиниң нәзәрийивий яндишишлириму әрәп-парс әдәбиятиниң тәсиридә шәкилләнгән. Болупму миқдарлаштуруш принципиға тайиниш аруз шеирийитиниң, униң ичидә қапийә нәзәрийисиниң күчийишигә елип кәлгән. Бу сөз сәнъитидики классикилиқ тәләпләр нуқтисиға айланған. Шуңлашқа бармақ шеирий  системисида язидиған әдипләр азийип кәткән.  Пүтүнләй охшимайдиған шараитта тәрәққий қилған йеңи типтики бәдиий система түрк әдәбиятшунаслиғида алаһидә изаһлинип, аруз түрки намини алиду.

Һәммигә аянки, аруз нәзәрийиси ҮШ-әсирдә әрәп алими Хелил ибн Әһмәд тәрипидин иҗат қилинған болуп, йолға қоюлған. Aруз миқдарлиқ системисида узун («harakatli») билән қисқа («harakatsiz» вә «sukun») миқдарлириниң шеирий қурларда («mysra»)  бирхил тәртиптә тәкрарлиниши вә алмишиши рукнни (турақ) һасил қилиду. Рукнниң тик вә түзлик (сизиқлиқ) туташлиғи вә симметрияси бәш яки йәттә һәрипкә жәзмләшкән ритмлиқ өлчәм- тәкрарға улушиду. Бу  өз нөвитидә мәлум чоң – кичик вәзнлик-бужәкләргә айрилип туриду. Түрк шеирийитидә, тилниң жиғилиш қурулмисиға мунасивәтлик бәзи миқдарсиз өзгиришләргә («зихафлар») асанлиқчә йол қоюлмайду. Амма хуласиләп ейтқанда, әдипләр аруз системисиниң түп асаслиқ принциплириға хилаплиқ қилиштин сақлинишқа тиришқан болсиму, амма түрк тилиниң агглютинатив қаидисигә зит келиши, шаирлар үчүн аруз бәһирлирини толуқ  пайдилинишқа имканийәт бәрмигән. Шуңлашқа түрк шеирийитидики бу хил айрим тәрәққият «аруз түрки» дәп атилишиға сәвәп болған.

Қараханийлар поэзиясидики бу хил өзгиришләр барлиқ әдипләрниң поэзия тәлиматлирини наһайити яхши билидиғанлиғини рошән көрситип туриду. Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» вә Әхмәт Йүгнәкиниң «Һибатул һәқайиқ» намлиқ әсәрлири аруз системисиниң әнъәнивий канон (қануний турақлиқ) тәләплири асасида, йәни мутақарибта йезилған болуп, рубаий шәкилдики шеирий бәнтләрни әдәбий мәтингә алаһидә мәхсәт билән киргүзгәнлиги ашкарә көринип туриду. Әсәрләрниң бәзи қисимлири қәсидә шәклидә йезилған болсиму, униң мисралирида әнъәнивий қапийә усуллири сақлинип қалған. Аруз вәзни,- бәш һәриплик мутақариб әсәрниң бешидин  та ахириғичә бир хил ритмлиқ туташлиғини йоқатмайду. Махмут Қәшқәриниң «Дивану луғатит түрк» намлиқ әсири вә Әхмәт Яссавиниң «һекмәт»лиридики шеирий өрнәкләр һәм бармақ турақ-боғумлар аруз шәкиллириниң қармиғида әмәлгә ашқан. Қараханийлар классик әдәбиятиниң бундақ бирикмә тәрәққияти гәрчә әрәп-парс әдәбиятиниң тәсиригә қаримай әмәлгә ашқан болсиму, амма шеир шәкиллириниң бейиши хәлиқ еғиз сәнъити вә  хилму -хил жанр түрлириниң тәдриҗий тәрәққиятиниң характерини объектив өзгәртти, кейинчә  уларниң мустәқил йүзлинишигә зәмин тәйярлиди. Умумән ейтқанда,  Йүсүп Хас Һаҗип, Әхмәт Йүгнәки, Махмут Қәшқәри, Әхмәт Яссави вә Сулайман Бақирғани тәрипидин қоллинилған аруз системиси һазирму уйғур, өзбәк, әзәрбәйҗан вә татар шеирийитидә давамлишип кәлмәктә.

Қараханийлар әдәбиятидики ислам әхлақиниң алаһидә гөзәллик мизани болған  «әдәп» («адаба») чүшәнчисиму өзгичә. «Әдәп» («махтилишқа әрзийдиған алий пәзиләт») ислам әнъәниси сүпитидә, адәм вә җәмийәтниң әң алий әхлақ вә эстетик қиммәт қаришини бәлгүләйду. Инсанни алий пәзиләтлик дәрижидә тәрбийиләш үчүн, ички мәнивий (умумий дуния қариши) билән ташқи  тәртип (һәрикәт) қаидилириниң бирлиги муһим еди.  У «ilm wa adab» (билим вә пәзиләт) , «ilm wa amal» (билим вә әмәлият) қатарлиқ уқумлардин тәркип тапқан. Бу йәрдә  «Ilm an u wa illah» (Билим андин иман) қатарлиқ уқумму зор әһмийәткә егә. Қарахан намайәндилириниң тәлиматиға асасланғанда, «әдәп»ниң мәнисиниң чоңқурлуғиға сиңип кирмәй туруп, инсан тәбийитиниң гөзәллигини вә Аллаһниң уни муһәббәт билән яратқанлиғини  толуқ чүшиниши тәс. Бу муамиларниң һәқиқий маһийити билән җәмийәтлик һаятниң мәнисини чүшәнгән инсан камаләткә йәткән вә әқили толған инсан сүпитидә изаһлиниду. Пәқәт шу чағдила инсан Аллаһ алдидики пәрзини қайтуралайду. Бу нуқтидин ейтқанда, реал дунияниң гөзәллиги инсанниң әхлақ-«әдәп»  гөзәллигидин кейин туриду, чүнки адәм алий пәзиләтлик болмай, тәбийәт гөзәллигини толуқ һис қилиш қудритигә егә әмәс. Оттура әсир түрк диний әлламаси Рабғузиниң тәриплишигә асаслансақ, Аллаһ инсанни алаһидә муһаббәт, һә тәбийәтни болса, гөзәллик тимсали сүпитидә яратқан. Бу бир бири билән туташ, инсан туюп болалмайдиған  чәксиз гөзәлликтур. Әрәп-парс әдәбиятида исламниң мәнивий қиммәт қаришини илгири сүрүш үчүн «әдип»ниң («адиба», көплүк түри- удаба) роли бәкму чоң. Әдип әдәпниң гөзәллигини бирдин бир улуқлуғичидур. Иҗадийәт әрбаплири жәмийәтлик әхлақ вә инсаний алий пәзиләт тәшәббусини алаһидә туғ қилип көтиришиму әйнә шу вәжидин. Әдипләр «әдәп»кә аит тәлиматлирини алға сүрүп, өзлириниң «мукәммәл адәм» («камаләтлик инсан»), һәқиқәт («Илаһий һәқ»), гөзәллик қарашлирини уйғунлуқта изһар  қилишип, уларниң ижтимаий-мәдәний әһмийитини жуқури көтәрди. Шундақ қилип, әдипләр гөзәл жәмийәтлик тәртипни «әдәпни» күйләйдиған пән- әдәбиятни («adаbiyat») барлиққа кәлтүрди. Бу улуқ пән һәммә пәнләрниң тажисиға айлинип қалди. Чүнки уларниң нәзәричә алий пәзиләткә егә  әмәс инсан, тил гөзәллигидин мәһрум вә униң нутқи нуқсанлардин хали әмәс. Шуңлашқа әдипләр тил әйиплирини алаһидә шәрһилигән. Бу хил яндишиш әсирләрдин әсирләргә улушип, әслидики сөз сәнъитиниң эстетик хизмитини яхшилап кәлди. Бу мәсилидә барлиқ иҗадий шәхсләр-әдипләр бир бири билән роһий маслишип, инсанпәрвәрлик идеяләрни биллә алға сүрүшти.

Қараханийлар җәмийитиниң тәрәққий қилишиға әгишип, инсан («адәм») вә җәмийәт («җамиъат») һәққидики тәлиматларму көпәйди. Улар умумий ислам әхлақий принциплирини һәммә җәһәттин мукәммәлләштүрди. Шундақ қилип, алий шәһәр етиқати тунҗи қетим түрк дуниясида барлиққа кәлди. Алийҗанап җамаәтниң улуқлашқа әрзийдиған хисләтләр тәлимати (Йүсүп Хас Һаҗип, Әхмәт Йүгнәки), сөзниң илаһийлиғи («луғәт») вә мәдәний мираслар мәңгүлиги (Махмут Қәшқәри), мукәммәл адәм («камалат»)  вә ялған дуния (Әхмәт Яссави, Сулайман Бақирғаин) тәлиматлири дөләтниң барлиқ ижтимаий вә мәпкүрийәвий қатламлириға сиңиду. Қараханийлар дәвридики әдипләр җәмийәтлик тәртипкә, инсанларниң әхлақий мукәммәлликк аит муаммиларға алаһидә диққәт қойған. Йетиливатқан әвлатларға һәвәс-үмүт бағлиғанлиғини вә бу йолда зор мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшкә болидиғанлиғини тәкитлигән. Бу гөзәл чүшәнчиләрниң жәмийәт арисида умумлишидиғанлиғиға ишәнчә билдүргәнлиги һәр қандақ кишини һәйран қалдуриду.

Қәйт қилишқа тегишликки, бәдиий әсәрләр «әдәп»кә аит нәзәрийәвий вә әдәбий тәлиматларни барлиқ әдипләр дегидәк яхши өзләштүрүп, тәшвиқат қилғанлиғини рошән көримиз. Амма, әдипләр урпа-адәткә аит тарихий әнъәниләрни исламчә «әдәп» чүшәнчилири даирисидә ойлишип, изаһлиғанлиниму байқаймиз.  Улар мәдәнийәтниң тәдриҗий тәрәққий қилишиниң һәр хил басқучлири үстидин қайта ойлиниши түпәйли, «әдәп»ни җәмийәтлик әхлақ идеясиниң эстетик қурали сүпитидә Қуръан мәтинлиригә қияслиған вә шуниңға асаслинип, ижтимаий-мәдәний тәләпләргә мувапиқ ипадиләштин башлиған. Нәтиҗидә, «әдәп-әдәбият» тәлимати йеңи тарихий шараитта һөкүмранлиқ қилидиған пәнгә айлиниду.  Тәкитләймизки, мәзкүр тәлиматқа аит эстетик һадисилириниң көп тәрәплимилиги, көп хиллиғи ислам мәҗбурийитигә хас «инсанийәт» вә жәмийәтлик әхлақ қиммитини ашурушқа қаритилған. Чүнки у шәхсниң мукәммәл болушини мәқсәт қилиду.

Шундақ қилип, қараханийлар намайәндилири «әдип», «әдәп», «әдәбият» қатарлиқ үч бирлик уқуминиң бир биридин ажралмас  шәклидики түркий сөз сәнъитини барлиққа кәлтүрди. «Әдәп» тәлиматиниң сиңип кириши нәтиҗисидә, қараханийлар әдиплири өзлириниң әсәрлиридә дунияни тонуп йетишниң йеңи чегарисини ечип, уни мысли көрүлмигән миқияста кәңәйтти. Бу әрәп йезиғидики мәдәний бошлуқта яритилған вә йеңи әхлақий қарашларға мүжәссәмләнгән бу миллий мәдәнийәт — түрк алтай мәдәнийитидин тамамән пәриқлинип туруши шу.

Умумән ейтқанда, қараханийлар түрк әдәбияти кам дегәндә үч чоң мәдәнийәт билән әдәбиятниң өз ара тутишидиған мәйданиға айлинип қалди. Бу әлвәттә, көплигән әдипләрниң ижадийитидә көп тәрәплимилик сәнъәт вә пәлсәпәвий-эстетик маслишишни кәлтүрүп чиқарди. Демәк, қараханийлар алимлири вә шаирлири йеңи ислам реаллиғини бәрпа қилишта, жәмийәттики адаләтсизликлириниң алдини елиш тәдбирини чоңқур үгинип, алий шәһәр етиқатиниң һулини салиду. Бу түркий мәдәнийәт дунияси үчүн йеңи шәриқ классицизмини өзләштүрүштә һалқилиқ роль ойнайду.

Нәзәрни жәлип қилидиған йери шуки, Йүсүп Хас Һажип, Махмут Қәшқәри, Әхмәт Йүгнәки, Әхмәт Яссави, Сулайман Бақирғани қатарлиқ әдипләрниң «әдәп» уқумида, әрәп-парс әнъәнисигә охшимайдиған, өзгичә шеирий ипадә қилишниң адәттин ташқири усуллириму бар — бу әсәрниң сюжетидики қурулмиларниң өзгичә бирикмә гәвдиси. Бу алаһидилик мәтинләрдә орун алған һаят тонуш бойичә қелиплашқан әнъәниләрниң конкрет роли, баянлаш вә тәсвирниң түрк буддизм әдәбият принциплири  билән жуғлашқанлиғи, лирик-эпик, дидактик вә пәлсәпә характерлик чүшәнчиләрниң маһийити билән мунасивәтлик. Бу нуқтидин ейтқанда, Йүсүп Хас Һажип тунҗи қетим диний вә пәлсәпәвий тәләпни бириктүрүп, йеңи түрк аллигориялиқ шеирий сәнъәт қанунийитини иҗат қилғучи сүпидә әдәбият тәрәққиятида йеңи сәһипә ачиду. Тәкитләймизки бу классик әрәп-парс классик әнъәнисидин вә исламалди сөз мәдәнийитидин кәскин һалда пәриқлинип туриду. Әдәбиятниң бундақ тәрәққий қилиши объектив йосунда түрк чағатай вә алтун орда дәвридики әдипләрниң «Қутадғу билик» дастаниға мәнивий вә шәклий тәхлитчилик билән яндишишни кәлтүрүп чиқарди.

Бәзи шәриқшунас алимлар бу әһвални көздә тутуп, караханлар намайәндилириниң әсәрлирини әрәп-парс әдәбият қаидири асасида әмәлләшкән сәнъәт мевиси сүпитидә қарап, ноқул дидактик баһа берип, бәкму аддий көрситишкә тиришти. Бундақ нәзәрийә әсәрләрдики илаһни (ярилиш күчини) суфизмчә тонуш усулиға сиңип киргән алдинқи дәвирләрниң из-тамғилириму нәзәрдин сирт қалди. Болупму буддизм мәһзәплириниң тәсирини илмий компаративистик қарашта изаһлашму орун алмиди. Әмәлиятта  қәйт қилиниватқан пәриқләр  аллигориялиқ бирикмә характерлиқ услубларда жарий болуп туриду.  Қисқичә ейтқанда, бу түрк дуниясиниң можутлуқни тонуштики өзгичилигидур.

Умумән ейтқанда, қараханийлар түрк әдәбияти бир қанчә асасий мәпкүрийәвий йөнилиштә риважланған. Биринчи, пәлсәпә онтология даирисидә қараш: буниңда бар-йоқлуқ еқидиси, турақсизлиқ асаслири вә жәмийәт гуналири, өзгиришчан дуния һәм әбәдийликниң амили қатарлиқ мәсилиләр орун алди (Йүсүп Хас Һажип вә Әхмәт Йүгнәки). Иккинчидин, мәдәнийәтләрни шуубия даирисидә чүшиниш: бүгүнки можут илмий концепцияләргә яндишип ейтқанда, оттура әсирбир пүтүн этно-мәдәнийәт фундаментализми нәзәргә ташланди.  (Махмут Қәшқәри) Үчинчи йөнилиш, Һәқ -илаһ (түркийләр үчүн көпинчә «Qut») илимини асас қилған тәсәввуф («тәриқәт») тәлимати. Әдипләр Һәқни тонушта икки хил услупқа вәкиллик қилиду. Йүсүп Хас Һажип «anjuman», йәни көпчилик билән бир болуп һәқни тонушни тәклип қилиду (Үгдилмиш образи).  Әхмәт Яссави вә Сулайман Бақирғанилар болса, «khilvat» «khilvatgaһ», йәни Һәқни ялғузлуқ һаләттә тонушни тәвсийә қилиду. Инсан өз қәлбини йеганә һалда Һәқ-илаһқа беғишлаш керәк дәп һесаплайду. Тәсәввуф түпәйли, мечитларму икки хил һаләттә селинған. Йәрүсти мечитлири «әнжуман» шәклигә, йәрасти мечитлири «хилвәтгаһ» шәклигә уйғун кәлгән. Қараханиларниң бүгүнки Бухарадики «Кәлан» мечити әйнә шу «әнжуман» шәклини ипадиләйду. Қазақстандики Әхмәт Яссави, униң изидин маңған Бекет ата, Ақмечит хилвәтгаһлири егиз жайларға селинған, амма мечитларниң асасий қисми йәр астиға йошурунған. Суфизм әслидә көчмән түрк қәбилилириниң тәңричиликтин буддизм, униңдин исламға өтүш жәриянида изи қалған роһанийәт еқидисидур. Башқичә ейтқанда, уларниң турмуш-тирикчилик урпа адәтлиридин келип чиққан етиқат. Мәсилән, буддизмда әң муқәддәс қудрәтлик илаһий күч – Қутни тонуш усули (дһарма) икки. Улар «хинаяна», «маһаяна» қатарлиқ  бир биридин пәриқлинидиған диний мәһзәпләрни пәйда қилған. Хинаяна – қудрәтни хилвәтлик, йәни йеганә услупта тонуш усули болса, маһаяна – әнжуман, йәни коллектив тонуш усулидур. Бу һәм можудатлиққа онтологиялик яндишишниң бәлгүси.

Қараханийлар әдәбиятида можудатлиқни суфизмлиқ тәләп билән  шәрһиләш тунҗи қетим оттуриға қоюлған болуп, тәсәввуф тәпәккүриниң ичкий чәксизлигини, Һәқ- илаһни, икки дуния бирлигини, ялған, вақитлиқ, нуқсанлиқ вә өтнә -турақсиз дунияниң тәрк етиш лазимлиғини мәзмун қилиду. Буни һәқ, әбәдий турақлиқ вә гөзәл дунияни тонушниң алаһидә мизани, шәкли һәм сүпити дәп чүшәнсә болиду. Тәсәввуфта икки дунияниң (реал вә ирреал) бирлиги тәлиматиниң асаси —  у «тәриқәт» (йол — йоруқ») билимидур. Йол яки сәпәр билими икки дунияни туташтуруп туридиған мәпкүрәвий һаят кемиси. Шуңлашқа бақи (у, йоқ, жансиз) дунияни чүшәнмәй туруп,  пани (бу, бар, жанлиқ)  дунияниң нуқсанлирини тәрк етиш мүмкин әмәслиги алға сүрүлгән. Һаятниң өткүнчи екәнлигини чүшәнгән инсан, яхшилиқ-изгүлүкниң қәдирини билиду, мәнпийәтниң қули болмайду, жәмийәт ғеми билән яшайду, — дәп чүшәнгән. Бу гөзәл-эстетик қараш караханийлар дәвридики һәммә әдипләргә мәнсүп. Шу сәвәптин Йүсүп Хас Һажип, Махмут Қәшқәри, Әхмәт Йүгнәки, Әхмәт Яссави, Сулейман Бақирғани қарашлири пүткүл түрк әдәбиятиниң идеал мәпкүрийәвий асасини вә гөзәл қарашлирини бәлгүләп, һәртәрәплимә шәкилләндүргән. Уларниң тәлимати түрк дуниясиниң роһанийәт билиминиң асасиға айланған. Уларниң қәлимидин  чиққан  әсәрләр алий пәзиләтлик инсанларниң иш-һәрикәтлиридә изгүлүк җәвһири йошурунған дегән хуласини алға ташлайду. Ушбу етиқат арқилиқ тәбиәт вә моҗудатлиқ сирини туюшқа болиду. Шу түпәйли яратқучи гүлләргә қияслинип, униңдики сизиқ әвришимлиги һәм уларниң чәксиз васитилиғи, рәң сехирлиғи билән гөзәллик сириниң тәсирчанлиғи күйлиниду. Амма инсан вә тәбийәт гөзәллиги яратқучиниң гөзәллигини һис қилишта бир васитә Жәмийәт тәләплиригә лайиқ алий пәзиләтлик болуш – буму инсан хулқидики гөзәллик. Амма реал һаятта жәмийәт нуқсанлири көп.  Ашиқлиқ йолида маңған инсан дунияниң гунаһкарлиғи вә униң өзгиришчанлиғини чүшинип билиши керәк.

Қараханийларниң сөз сәнъитигә сәяһәт қилидиған болсақ, бәдиий мәтинләр мәзмуниниң һәр хил поэтикилиқ әнъәниләр арқилиқ бир-биригә  қоюқ бағлинип кәткәнлигини көрәләймиз. Мәсилән, «шәриәт»кә бағлиқ ислам турмуш қанун-қаидилири билән сопиларниң «тәриқәт» дуния қариши бир-бири билән туташ. Әхмәт Яссави вә Йүсүп Хас Һажипниң әсәридики «Өғдүлмиш» қәһриманиниң сопилиқ тәриқәтлири маһийәт вә қурулма җәһәттин васитилиқ болуп, һәқни тонушни йәккә һаләткә тирәйду. Буниңдин биз буддизм динидики «Хинаяна» тәлимати билән мәлум жәһәттин охшашлиғини байқаймиз. Бу йолни таллиғанлар җәмийәтни ташлап чиқип кетишни тәрғип қилиду. Бу хил тәрк етиш гуналардин тазилиништики бирдин бир амил дәп қарайду. Әнди жәмийәт пәзилитини тәрғибат қилишни мәхсәт қилғанлар (Йүсүп Хас Һажипниң «Үгдилмиш» қәһримани мисал)  хәлиқ ғеми билән яшашни тәрғип қилиду. Чағатай дәвридә бу идеяни  бүйүк әлламә Муһәммәт Баһавдун Нәқишбәнди илгири сүрүп, униң мәпкүрийәвий асасини, әхлақ-эстетик ғайилирини, тәриқәт-һәрикәт қаидилирини ишләп чиққан.

Умумән ейтқанда, қараханийлар әдиплири бәрпа қилған түрк суфизминиң тарихи интайин қизиқарлиқ  вә әдәбият маһийитини ениқлашта интайим муһим. Барлиқ әсәрләрдә дегидәк, реаллиқниң метафизикилиқ изаһлиниши билән онтологиялик идеялириниң чәксиз һөкүмранлиқ қилишиға қаримай, моҗутдатлиқни тонуш мәсилисигә болған қизиқиш интайин әһмийәтлик. Шуңлашқа мәзкүр дәвир жуқири идеал ғайә үчүн үзлүксиз мулазимәт қилидиған дәвир сүпитидә тәсвирлиниши һажәт.
Қараханийлар әдәбиятиниң гүлләнгән вақти нурғун алимлар тәрипидин «түрк гүллинишиниң башлиниши» ни гәвдиләйдиған дәвир дәп етирап қилинған болуп, үч әсирни дегидәк өз ичигә алиду. Һәқиқәтәнму, қараханийлар әдәбиятиниң  гүллиниши чағатай дәври әдәбиятини мысли көрүлмигән миқияста сүръәтлик риважландурди. Түркий тиллардики зор әдәбият қошуни пәйда болуп, түрлүк-түмән жанрларниң риважлинишиға пурсәт яратти вә уларни әҗайип жуқири пәллигә көтәрди. Бу объектив һалда Алтай дәвригә охшимайдиған йеңи типтики түрк тилиниң гүллинишигә йетәкчилик қилди. Шаһанә Қәшқәр мәзкүр ойғинишниң асаслиқ мәркизигә айлинип, можудатлиқни тонушниң йеңи мәпкүрийәвий нәзәрийәсини бәрпа қилди. Буни қараханийлар яратқан мәдәнийәт модели вә услуби дәпму қарашқа болиду. Қәшқәрниң мәркәзлик роли күчийивәргәнсири, түркий тилида язидиған шаирлар көплигән елик-падишаларни, бәгзадә-ақсүйәкләрни вә уларниң әтрапидикиләрни илһамландурди. Жуқарқи қатлам вәкиллириниң миллий шеирийәткә болған ихласини ашурди. Әдипләр яратқан әшъар сәнъитиниң алаһидилиги шуки, вәзн-ритмларниң тәкәббурлуқ-шох һәрикити, жиддий тәртипкә үгәнгән тәкрарлар билән чоңқур нәпислик, лиризм, һиссиятлиқ инчикә назук аһаңлар, жор болуп, сайришип, бир биригә муһәббитини изһар қилишиватқан қапийәләр,  вә шундақла ана тилимизниң гөзәл һәм ниспий аддийлиғи билән өзигә жәлип қиливатқан бай мәнилик — әстәрлик сөзләр һәр қандақ кишини һәйран қалдуриду.  Әждатлар тилиниң улуқлуғи түркий тилида сөзлишидиған хәлиқләр үчүн пәхирлиниш вә илһам мәнбәси болуп,  нәччә әсирләрдин буян өзлириниң  миллий кимлигини сақлап қелишта зор мәдәт бәргән. Шуниң билән биллә  чағатай дәвридики түрк тилиниң шәкиллинишигә әжайип убдан шараит һазирлап бериду.

Йәнә бир тәрәптин, әдипләрниң бу хил иҗадийәт қайнимидики паалийәтлири қараханийлар әдәбият тилиниң ғайәт зор өзгиришләрни баштин кәчүргәнлигини вә қедимки түрк хақанлиғиниң руник язмилар тилидин тәдриҗий жирақлап кетиватқанлиғини ениқ көрситип бериду. Қараханилар сөз сәнъитиниң күчлүк тарихий томур-йилтизи, мәдәнийәт вә сәнъәт вә эстетик қувити, вә униң идеявий асаси иҗтимаий-сәясий нутуқниң алаһидә мизани сүпитидә әсирләр бойи түрк тилида сөзлишидиған хәлиқләр вә дөләтләр үчүнла әмәс, бәлки пүтүн дуния үчүн үлгә болуп қаларлиқ.

Учурларға қариғанда, Қәшқәрдә икки чоң мәдрисә бар болуп, улар өз дәвригә  аит нурғун шаирларни, хәттатларни, диний затларни тәрбийиләп бәргән. Бу хил жанлиқ паалийәт классик әдәбиятиниң өрнәклири билән биллә, униң һәр хил мәзмундики жанрлириниң йетилишигә беқияс үлүш қошқан.  Бу дәвирдики мәшһур әсәрләр бир қанчә әсирдин буян дунияниң һәрқайси җайлирида көчүрүлүп вә тарқитилип кәлгән. Бу әҗайип дәвирдики әдәбиятниң мисаллирида дуния миқиясидики инсанпәрвәрлик идеялириниң әкс етилип, гөзәллик еқидилириниң муҗәссәмлиниши, әлвәттә, бүгүнки күндиму уларниң дуниявий қиммитини вә әһмийитини ашуруп кәлмәктә.

Әрәп-парс әшъар жәрияниға охшимайдиған йәнә бир тәрипи шуки, дәл бу вақитта қараханилар әдәбиятида  аллегориялиқ символизм йилтиз тартип, сөһбәткә қурулған эпослуқ «адаба» әнъәнилири вә фольклор шеирий жанр-шәкиллириниң бирикиши һәм уларниң поэзиядә һөкүмранлиқ қилиши билән пәриқлинип туриду. Бу мәзгилләрдә муһәббәт лирикилири, «ишқ» әнъәниси техи кәң тарқалмиған еди. Әрәп-парс әдәдияти вәкиллиридин Саади, Хосроф, Хафиз, Аттар, Руми қатарлиқ әдипләр илаһий муһәббәт, диванә-«ишқ» шеирийитигә тегишлик ғәзәл, китъа, қәсидә, рубаий, муамма, мусаддәс қатарлиқ шәкиллиригә көпәрәк муражиәт қилип,  лирикилиқ вә жанрлиқ әнъәниләрни күчийишигә сәвәпчи болған еди.  «Ишқ» шеирийити әнъәниси пәқәт чағатай дәвридила, йәни Сәккаки, Лутфи, Атаи, Рәванди Хорезми, Абдуреһим Хорезми, Һәйдар Хорезми қатарлиқ шаирларниң ижадийитидә  авангард дәрижигә көтирилип, түрк поэзиясидә умумлишишқа башлайду.

Хәйрият, қараханийлар әдәбиятиниң зор иҗтимаий-мәнивий умумлаштуруш күчи чәксиз болупла қалмай, йәнә түрк хәлиқлириниң  психологиялик иқтидариниң моллиғини испатлап берип, уларниң җанлиқ образини һәртәрәплимә яратти. Бу һаләт тибабәтчилик, география-зимин, каинат- астрономия еңи билән гирәлишип, пәлсәпә, эстетика вә әхлақ тәпәккүриниң кәң  қанат йейишигә елип келип, өсүп келиватқан әвлатларни тәпәккүр дуниясиға йетәклигән һалда, уларниң тарих билән болған сөһбитини, инсан вә җәмийәт муаммилирини, моҗутлуқ маһийитини тәнқидий чүшинидиған дәрижигә көтирилишигә имкан яритип бәрди. Йәни жәмийәт башқуришниң идеал шәклини оттуриға қоюп, инсанпәрвәрлик нуқтиларни ениқлап бәрди. Чүнки у мәнивият вә роһанийәт тәлиматлириға аит  барлиқ алаһидиликлирини әкис әттүрди. Бу нуқтидин алғанда, қараханийлар мәдәнийәт тарихи бүгүнки Мәркизий Азия түркий тиллиқ хәлиқлири үчүн бузулмас мәдәнийәт түвриги вә мәнивият тарихиниң  омуртқиси.

Тәкитләймизки, у дәвирләрдә яшиған түркий тиллиқ хәлиқләр тәқвадарлиққа интилип,  мукәммәл инсан роһаний етиқатини өзләштүрүшкә тиришти. Ислам динини инсанларниң бу хил жәмийәтлик  еһтияжлиқни тәминләләйдиған бир бир дин  дәп тониди. Қараханийлар данишмәнлири жәмийәт әйиплири һәм турақсизлиғи, моҗутлуқниң ичкий өзгиришчанлиғи һәққидики  тәлиматиға  мувапиқ «әдәп», иҗтимаий адаләт, алий пәзиләт, алий шәһәр вә жәмийәт үчүн яшаш қатарлиқ пәлсәпәвий уқумларни  оттуриға қоюп, уларни шу чағдики муһитқа маслаштуруп шәрһилиди. Улар мәдәний мәйданиниң мәнивий өзгириши һәққидә чоңқур ойланди. Амма қараханийлар тиклигән жәмийәт узаққа бармиди. Әпсус, улар бәрпа қилған идеяләр вә йеңи роһий йеңилиниш йолида бәрпа қилинған дөләт тарих сәһнисидин чүшүп қалди. Бүгүнки күндә биз униң ички вә ташқа амиллири һәққидә пәқәтла пәрәз қилишимиз мүмкин. Қандақла болмисун, хан жәмъәтлиридин болған Әли Арсланхан билән Һәсән Боғраханниң әвлатлири оттурисидики қариму-қаршилиқлар күчийип кетип, өзлириниң тоғра көргән тәлиматлири унтулди вә йеңи пәйда болған тоқунушларниң алди елинмиди. Тарихчиларниң пикричә, бу мәзгилләрдә, ислам диниға бағлиқ илгири көчмән болған қәбилиләрниң турмуш тәртип-қаидилири аста-аста өзгирип кәткән еди. Қараханилар һакимийәтни кейинки әвлатларға өткүзүп беришниң тарихий мисаллирини аста-аста унтуп қалди. Бу илгири шәкилләнгән дөләтчилик әнъәнилириниң пәйдин-пәй йоқилишиға елип кәлди. Илгири, көчмәнләрниң һаятида һакимийәткә варислиқ қилиш чарә-тәдбирләргә ақ-сүйәкләрниң көпчилиги иштирак қилатти. Улар  һәр хил урушларда қәйсәрлик көрсәткән хан әвлатлиридин бирини таллатти вә шу түпәйли йеңи хан көпчиликниң мақуллиғи билән тәхткә олтиратти. Буни алимлар һәрбий демократия усули дәп қариған. Қараханийларда болса, һакимийәткә варис таллаш мәсилиси тамамән өзгирип, атидин балиға  мирас сүпитидә қалидиған болди. Ханниң пикри вә қарари мутлақлишип кәткән еди. Бу көпчилик жәһәттин етирап қилинмай, наразилиқларниң келип чиқишиға сәвәпчи болған. Қандақла болмисун, бая  биз жуқирида тилға алған, пәзиләтлик жәмийәт, алий шәһәр әдәп-әхлақ етиқатлири дегилик нәтижә бәрмигән дәп қарашқиму болиду. Буниңдин башқа, мәнивий җәһәттин йеқин болған дөләт системиси ичидә можут болуп турған қараханийлар билән саманийларниң оттурисидики тоқунуш, һәр икки дөләтни һалсираш вә пәйдин йоқилиш гирвигигә иштәрди. Хусусий мал-мүлүккә-еқидигә қул болуп қалған бәгзадиләрму, бу дөләт ичидики йеңи хәтәрлик зиддийәтләрни кәлтүрүп чиқарди. Бу өз ара иттипақлиқни аҗизлаштуруп, парчилинип кетиш үчүн убдан зәмин тәйярлиди. Мунқәризлишиш жәриянлири қәтъий иштикләп кетип, уларни тохтиветидиған күчләр мәйданға кәлмиди. Сиртқи амиллар шуки,  бу дәвирләрдә иҗтимаий-сәясий һаятниң изчил тәрәққиятиға тәдриҗий түрткә болған йүксәк дәрижидики әдәп-әхлақ тәлиматиниң башқа диндики сиртқи күчләргә тәһдит елип келидиғанлиқини қараханийлар тәрипидин нәзәргә елинмиди. Йүсүп Хас Һажипниң агаһландурушлирини вә униң вәсийәтлирини унтуп  қелишти. Чүнки бәзи дөләтләр ички зиддийәт күчәйгәндә башқа хәлиқләрниң мүлкини садир қилиш арқилиқ можут болуп турушқа адәтләнгәнлиги һесапқа елинмиған еди. Демәк, қараханийлар өзлириниң асаслиқ дөләт тәлимати вә бу йөнилиштә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлирини алди билән ташқи дүшмәнләрдин, йәни қарахитай қара күчлиридин қоғдиялмиди.

Буниңдин башқа, бу дәвридики Мәркизий Азиядики мусулман дөләтлири өзлириниң пүткүл ислам дуниясиниң айрилмас мәнивий — тәркивий қисми екәнлигини толуқ тонуп йетәлмиди. Улар оттура әсирдә ислам дуниясиға қарши турмақчи болған йәршари ғәйри күчлириниң ховупини чүшинип болмиған еди. Дәл мошу мәзгилдә, явропа қитъәсидә мусулманларға қарши «Сәлиб йүриши» («Крестовой поход») башланған еди. Бу сәлжуқларға қарши һәрикәт болуп, ғәрип дуниясиниң һәрқайси җайлиридин уюшқан ислам дунияси билән аләмшумул тиркишиш еди. Бу жәриянға караханийларниң дүшминигә айланған қарахитайларму жиддий арилашқан. Буниң нәтижиси тарихта ениқ. Һәрқанчә ғәлитилик аңлансиму қәйт қилишқа тоғра келидуки, бүйүк қараханиларниң гүллиниши,  жиддий өрлиши вә сәясий сәһнидин уштумтут, тез чүшүп қелишиниң сәвәби дәл мошу. Буниң билән биллә мәлум вақит адил җәмийәт тәлиматиму  түрк хәлиқлириниң мәдәнийити билән әдәбиятида өзиниң һөкүмранлиқ қилиш күчини тохтатти. Амма, қараханийлар дуния мәдәнийити тарихида әң ярқин из-тамғиларни қалдуруп, упримас ғәзниләрни яритип, түрк хәлиқлириниң йеңи мувәппәқийәтләрни кәлтүришигә зәмин тәйярлиди вә уларниң роһанийәт бирлигини һасил қилди. Қараханийлар шундақла ислам түрк мәдәнийитиниң алтун дәвриниң башлинишиға йол ачиду.  Мәдәнийәт мәйданида  шәриқ түрк классицизмни жуқири пәллигә көтүрүп, сөз сәнъитиниң бузулмас һулини һазирлайду. Бүгүнки күндә түркий тилларда сөзләйдиған хәлиқләрниң қарахан дәвригә муражиәт қилиши бежиз әмәс. Чүнки у түрк дуниясиниң мәнивий мирасидур. Бу түрк хәлиқлириниң мәнивият вә роһанийәт саһасидики нәччә әсирлик тарихий ғәлибилирини бирләштүриду  вә кәлгүси можутлуғи һәм тәрәққияти үчүн түрткә вә һәрикәтләндүргүчи күчи.